Samsaq_ustam

Мәшһур теңиқчи Самсақ устам

Мәшһур теңиқчи Самсақ устам 1901-йили Атуш Сунтағ йезисиниң Төркүл кәнтидә теңиқчи Тохти устам аилисидә дунйаға кәлгән. Самсақ устамниң дадиси Тохти устам 20 йаш вақтидин башлап теңиқчилиқ билән шуғулланған болуп, өмриниң ахириғичә теңиқчилиқ қилған, өз заманисида давалиниш үскинилири йоқ шараитта өзиниң тәҗирбисигә тайинип, нурғун қийин, мурәккәп сунуқ вә чеқиқларни давалап сақайтип, кәң хәлқ аммисиниң дәрдигә дәрман болуп, уларниң йүксәк һөрмитигә сазавәр болған.

Самсақ устам кичикидинла әқиллиқ, зерәк болуп 1913-йилдин башлап Төркүлдики диний мәктәптә оқуш билән биллә, дадисидин теңиқчилиқни үгәнгән. 17 йил тиришип үгиниш арқилиқ ахир һәрхил сөңәк кесәлликлиригә тоғра диагнуз қойуп, мустәқил давалийалайдиған теңиқчи болуп йетишкән.

Самсақ устам 1930-йилидин башлап өз аилисидә теңиқчилиқ қилған. У бу җәрйанда җай-җайлардин кәлгән һәрмилләттин болған бимарларниң сунуқ вә чеқиқини давалап мол тәҗрибигә игә болған. Шу мәзгилләрдә Самсақ устамниң алдиға йалғуз Атуш, Қәшқәрләрдин бимарлар келип қалмастин, пүтүн Шинҗаң вә ичкири өлкиләрдинму бимарлар келип даваланған. Самсақ устамниң сунуқларни теңиш, чеқиқларни орниға чүшуруштә һүнири наһайити әпчил болуп, усули адди, үнүми йуқири болған. У йашинип қалған мәзгилләрдиму кесәлләргә көйүмчанлиқ билән муамилә қилип, уларниң йүксәк һөрмитигә сазавәр болған. Һәтта йөткәш қулайсиз болған кесәлләрниң аилисигә берип давалиған. Самсақ устам кесәлләрни давалашта баштин ахир иқтисадий мәнпәәтни қоғлашмастин, бәлки инсанпәрвәрлик, башқиларға бәхт-саадәт йаритишни алдинқи орунға қойған. Кесәлләрдин пул талашмай рази болуп бәргән пулинила алған. Һәтта көп беривәтсә артуқини қайтурған. Нурғун йоқсул, намрат кесәлләрни һәқсиз давалап, хәлиқ арисида зор шөһрәт қазанған һәм атақлиқ теңиқчи дәп нам алған.

Самсақ устам уйғур тибабәтчиликидә сунуқ теңишта, кесәлләргә наркоз, дора-окул ишләтмәстин, бәлки роһий тәсәлли, пәм-парасәт, әқилни ишқа селиш арқилиқ кесәлниң чеқиқ йаки сунуқлирини җайиға чүшүрүп, муқимлаштуруп теңип, уларни ағриқ азабидин қутулдуруп, йуқири үнүм һасил қилған. Җүмлидин у кесәлни давалашта қизиқ гәп-сөзләр билән кесәл кишиниң диққитини тартип, сунуқ җайиға кәлгәндә йәнә кесәл кишини қизиқ йумуристик сөзләр билән бәнд қилип туруп, сөңәкни дәл җайиға чүшүрүп, кесәл кишигә артуқчә азап һис қилдурмиған. Бу ноқтидин ейтқанда Самсақ устамни һәқиқәтәнму зерәк психолог дәп қарашқа болиду.

1970- йили Атуштики мунасивәтлик орунлар Самсақ устамни Сунтағ йезилиқ дохтурханиға орунлаштурған. У бу дохтурханиға кәлгәндин кейин җай-җайлардин дохтурханиға келип давалинидиғанлар күндин-күнгә көпәйгән. 1975-йили Самсақ устам уйғур аптунум райунлуқ сәһийә назарити тәшкиллигән бир екскурсийидин қайтип кәлгәндин кейин, йәнә һәрхил сөңәк кесәлләклири түпәйлидин иңрап йатқан бимарларға иллиқлиқ вә миһрибанлиқ йәткүзүп, уларни давалап кишиләрниң иззәт-һөрмитигә сазавәр болған. Шундақла өзгичә теңиқчилиқ тәҗрибисигә асасән җай-җайлардин теңиқчилиққа иштийақ бағлиған йашларни қубул қилип тәрбийиләп уйғур тибабәтчилики үчүн наһайити зор төһпә қошқан. У йәнә өз оғли Елиҗан билән Абләтни пишқан теңиқчилардин қилип тәрбийиләп чиққан.

1980-йили аптунум райунлуқ сәһийә назарити мәшһур сөңәк кесәлликлири дохтури Самсақ устамниң йуқирқидәк нәтиҗилиригә асасән униңға «Сөңәк кесәлликлири бойичә мудир врач» дигән үнванни бәргән. Аптунум райунлуқ уйғур тибабәтчилик илмий җәмийтиниң әзаси болған.

Һазирқи «Қизилсу областлиқ сөңәк кесәлликлири дохтурханиси» Самсақ устамниң нәтиҗиси вә һөрмитигә асасән қурулған дохтурханидур. Һайатини уйғур миллий тибабити үчүн беғишлап кәлгән Самсақ устам 1985-йили 11- айниң 6-күни өз йурти Төркүлдә аләмдин өткән.

http://bbs.xabnam.com/read.php?tid-98273.html

Бүгүнки күндә Самсақбай устамниң варислиридин Миҗит Самсақ , Ели Самсақ , Абләй Самсақ , Турсунҗан Ели самсақлар униң есил әхлақ пәзилитини давамлаштуруп кәлмәктә. Әҗдад изини басқан бу әвладларниң Самсақ бай әқидисигә варислиқ қилип, Самсақ бай роһини йәниму җулаландуруп, уйғур тибабитиниң заманға мас тәрәққийатини илгири сүрүп, «Самсақ» тин ибарәт уқумға айланған исимни дунйаға йүзләндүрүшкә тиришмақта.

© Uyghur pedia
Uyghur Énsiklopédiyisi