Ehmed Tughaxan

 Әһмәд Туғахан

ug.wikipedia.org в Элинди

 Әһмәд Туғахан

https://ug.wikipedia.org/…/I_%D8%A6%DB%95%DA%BE%D9%85…

  Әһмәд Туғанхан (хақанийәчә: أحмд طған хан бн عлй, түркчә: И. Ахмед Хан) Бүйүк қараханийлар дөлитиниң (һ. 225 – 609 / М. 840 – 1212) 7. Хақанидур. Тунҗи мусулман Қарахан Султан Сутуқ Буғраханниң әвриси, Әли Арсланханниң төрт оғлидин бири. Қачан туғулғанлиқи тарихнамилрдә қәйт қилинмиған болуп, һ. 388 – 408 / М. 997 яки 998 – 1017 яки 1018 – йиллири тәхттә олтурған.

Өзи һәққидә

Әбулфида (һ. 672 – 732 / М. 1273 – 1331) тарихида һ. 383 / М. 993 — йили вәқәликини байан қилип: «Һарун Ибни Сулайман Иликхан Буғрахан Бухарада ағрип қелип йуртиға қайтип кетиветип йолда вапат тапиду. Буғрахан диндар, йахши йол тутқан зат болуп, мәктублирида өзини ‹Пәйғәмбәр Әләйһиссаламниң хизмәтчиси› дәп аташни йахши көрәтти. Униңдин кейин түркләргә Туғухан Әбу Нәср Әһмәд Ибни Әли Хан падишах болди» дәп йазиду. Һ. 408/м. 1017 – йили вәқәликиниң байанида: «Қараханниң исми Әбу Нәср Әһмәд ибни Туғухан Әли болуп, у вапат болғанда қериндиши Әбул Музәффәр Арсланхан падишах болди» дәп йазиду[1].

Уйғурчә бәзи әсәрләрдиму Туғанханниң исми Әһмәд Ибни Әли дәп келиду: «Миладийә 997 – йили Һарун Буғра Қарахан Бухарада кесәл болуп кесили еғирлишип Қшқәргә қ айтиш сәпиридә йол үстидә ‹Қочқар беши› дегән җайда аләмдин өтти. Қараханийларниң аъилә мазири ‹Гүмбәзәтул хақанийә› қәбристанлиқиға дәпнә қилинди. 997 — йили Муса Арслан Буғра Қараханниң җийәни Әһмәд Ибни Әли (Туғухан) қараханийлар ханданлиқиниң тәхтигә варислиқ қилип тәхткә олтурди. Бу вақитта Һарун Буғраханниң чоң оғли Йүсүп Қидирхан Қәшқәрдә Арслан хан еди. Ғәрбий қисимини идарә қилиш ишини йәнила Арслан Хан оғуллиридин Насир Бин Әли Илик хан идарә қилди. Миладийә 998 – йили қараханийлар сулалисиниң хани Әһмәд Бин Әли Туғухан аббасийлар хәлиписини әң бурун этирап қилған қараханийлар һөкүмдари болди. Қараханийлар аббасйилар хәлипилириниң намлирида метал пулларни чиқарди»[2].

Бартольд (м. 1869 – 1930) ниң баян қилишичә: «Мавәраъуннәһрни Насирулһәқ Наср Ибни Әли билән Қутубуддәвлә Әһмәд икки қериндаш игилигән. Наср ака болуп, чоңрақ мәртивигә еришкән. Лекин, Әһмәд униңдин узунрақ өмүр көргән. Туғухан буларниң чоң акиси болуп, Муһәммәд Ибни Әли уларниң әң кичик иниси болиду»[3]. Буниңдин Туғанханниң исми Әһмәд әмәс, бәлки Туғанханниң инисиниң исми Әһмәд дегән йәкүнму чиқиду.

Бәзи хиттайчә йазмиларда: «Туғухан Сутуқ Буғраханниң нәвриси Әбул Һәсән Әли ибни Мусаниң оғли икәнлики, атиси Әбул Һәсән Әли Йеңиһисарниң шәрқидә ислам ечиш җәңлиридә шеһид болғанлиқи, Туғанханниң йәнә Насир, Мәнсур вә Муһәммәд қатарлиқ үч ака – укиси барлиқини» йазиду[4].

Буниңдин униң исминиң Әһмәд, Кунйити Әбу Наср, атисиниң Кунийити Әбул Һәсән, исми Әли икәнлики, өзиниң «Туған» дәп нас барлиқи, шундақла атиси Әбул Һәсән линиң Йеңиһисар тәрәпләрни фәтиһ қилишта шәһид болғанлиқи мәлумдур.

Пәзилити

Ибнул Әсир (һ. 555 – 630 / М. 1160 – 1233) ниң баян қилишичә: «Иликхан Туғухан хәйрсөйәр, адаләтлик, йахши йол тутқан, дин вә дин әһлигә амрақ, илим вә илим әһлини чоң билидиған вә уларға еһсан қилидиған зат еди»[ 5].

Имам Зәһәбий (һ. 673 – 748 / М. 1274 – 1348) Туғанханни: «түрк Туғухан. Түркистан, Баласағун, Кашғәр, Хотән вә Фараб падишахи… дийанәтлик, адаләтлик, қәһриман, батур зат еди» дәп тәрипледу[6].

Атақлиқ алим Ибни Халдун (һ. 732 – 808 / М. 1332 – 1406) уни: «Адаләтпәрвәр, хәйрсөйәр, диндар, дин вә дин әһлигә амрақ, уларға майил вә уларни йоқлап тури диған, өзигә йеқин тутидиған зат еди» дәп тәрипләйду[7] .

Бәзи хиттайчә йазмилардиму: «Туғухан ислам дунйасида йуқири абройға егә болғачқа, адил, ақкөңүл, тәқвадар, мәрипәтпәрвәр вә өз хәлқини қизғин сөйи диған киши, дәп тәрипләнгән» дейилгән[4].

Замандашлири

Җәннәт Макан Әһмәд Тоғанхан бүйүк бабамиз болмиш Султан Сутуқ Буғрахан һәзрәтлириниң әвлади, Муҗаһид вә Шеһид хақанниң оғли, Муҗаһид хақан Туғухан һәзрәт лири вбуниңға охшиған дийанәтлик, илимсөйәр хақан – падишахларниң көңүл бөлүши вә пәрвиш қилиши нәтиҗисидә дунявий тәсир қалдурған Әбу Әли Ибни Сина (һ. 3 70 – 428 / М. 980 – 1037), Исмаъил Ибни Һәммад Җәвһәрий (һ. ? – 393 / М. ? – 1003) Имадуддин Кашғәрий (һ. 4 / М. 11 – әсир), Муһәммәд Әли Муһәммәд Әмин Йаркәндий (һ. 4 / М. 11 – әсир), Әбу Рәйһан Муһәммәд Әлбийроний (һ. 362 – 440 / М. 973 – 1048), Әбул Аббас Җәъфәр Әлмустәғфирий (һ. 350 – 432 / М. 961 – 1040), Һүсәйин Ибни Әли Ибни Хәләф Әлъәлмәъий Әлкашғәрий (һ. ? – 484 / М. ? – 1081), Униң оғли Әбул Футуһ Абдулғафир Әлъәлмәъий Әлкашғәрий (һ. ? – 466 / М. ? – 1073), Мәһмуд Әлкашғәрий (һ. 398 – 498) / М. 1008 – 1105) , Йүсүп Хас Һаҗиб (һ. 409 – 477 / М. 1019 – 1085) Нәҗмуддин Әбу Һәфс Өмәр Әннәсәфий (һ. 461 – 537 / М. 1069 – 1142), Алаъиддин Әлхут әний (һ. 5 / М. 12 – әсир), Җаруллаһ Зәмәхшәрий (һ. 467 – 538 / М. 1074 – 1143), Мәҗдудин Әлхутәний (һ. ? – 576 / М. ? – 1180) Қатарлиқ нурғун алимлар, шундақла Нәҗиб Әлфәрғаний (һ. 479 – 479 / М. 1048 – 1079), Ә бу Нәҗиб Шиһабуддин Омъақ Әмийқий Әлбухарий (һ. 440 – 542 / М. 1048 – 1147), Әһмәд Йәсәвий (һ. 485 – 561 / М. 1093 – 1166), Әдиб Әһмәд Йүкнәкий (һ. 6 – / М. 12 әсир) қатарлиқта шаъ ир вә әдибләрму дийаримиз Түркистанда йетишип чиққандур . Уларниң йетишип чиқишини вә қиммәтлик әсәрләрниң ройабқа чиқишини Туғанхандәк затларниң илим йолида қилған хизмәтлиридин айрип қариғили болмайду, әлвәттә.

Сәлтәнити

Қараханийлар билән ғәзнәвийләр арисидики уруш вәсулһ

Саманийлар (һ. 203 – 389 / М. 819 – 999) Земини болған Мавәраъуннәһргә қилинған йүрүшлэр түпәйли бүйүк ғәзнәвийләр дөлити (һ. 348 – 581/ М. 9) 61 – 1187) билән қараханийлар дөлити оттурида гаһ сулһ, гаһ уруш вәзийтити давам қилмақта еди. Мәшһур Ғәзнәвий Султани Султан Мәһмуд Сәбүк Текинниң оғли болуп, қарлуқлардин болған Сәбук Текин һ. 366/М. 977 – йили ғәзнәвийләр тәхтигә олтуриду. Һ. 388/м. 998 – йили Мәһмуд Сәбук Текинниң тәхтигә варслиқ қилиду. Һ. 389/м. 999 – йили саманийлар ханлиқи қараханийлар тәрипидин тарихқа көмүлгәндин кейин, Әһмәд Тоғанханниң қериндиши Насирхан Мавәраъуннәһргә Илкхан тәйинләнди. Һ. 390/м. 1000 – йили өз вақтидики Қарахан Әһмәд Тоғанхан Султан Мәһмудқа әлчи әвәтип униң йеңи қурған делитини тәбрикләйду в ә Султан Мәһмудниң тәклипы билән Мав әръуннәһр Илкхани Насирниң қизи йеңи ғәзнәвий султани Мәһмудқа ятлиқ қилинип, икки оттурида қуда – баҗилиқ орнитилди. Насир Илкханниһ һ. 398 / М. 1006 – йили ғәзнәвийләргә қилған йүрүши мәғлуб болған болсиму, у кейинки йили иккинчи қетим йүрүш қилишқа тәйярлинип, Хотәндики Йүсүп Қидирханниму йард әмгә чақириду. Миладиниң 1008 – йили 4 – йанвар күни 50 миң кишилик қараханий қошуни билән нурғун әскәр вә 500 уруш пилиға игә ғәзнәвий қошуни Бәлхтин 12 кметиловир йирақлиқтики « Кәтәр» сейида тутушиду. Ақивәттә қараханийлар қошуни мәғлуп болиду. Җәңдә ғәзнәвийләрниң уруш пиллири муһим рол ойнайду, уруш җиддийләшкәндә қараханийларниң арқа сепидә еһтийатта турған Әһмәд Туғухан қошунни башлап уруш мәйдан идин қачиду. Шуниң билән мәғлубийәт муқәррәлишиду[8]. Тарихчилар Туғанханниң бу чекинишниң сәвәбини Тоғанхан Әһмәд астириттин Султан Мәһмуд билән тил бириктүрүгән болуши мумкин дәп тәһлил қилиду[9]. Чүнки бәзи тарихи мәнбәләрдә қарханийлардин йатлиқ қилинған мәликиниң тоғанханниң қизи Чигил хатун икәнликиму қәйт қилиниду[10]. Шуңа бәзи тарихчилар оттуридики қуда – баҗилиқ мунасивитини көздә тутуп, Туғухан күйъоғли билән урушушни хаһлимиған болуши мумкин, дәп қарайду.

Қандақ болушидин қәтъинәзәр, Султан Мәһмуд ғәзнәвий бу уруштин мәғлуп қайтқандин қараханийларниң қайта һуҗум қилишидин әнсирәп Хотәндики Йүсүп Қидирхан, Мавә раъуннәһрдики Насир Илкхан вә Ордукәнт (Кашғәр)дики Әһмәд Туғанханға айрим – айрим хәт йезип, әлчиләр әвәткән вә улар билән сулһ түзүп, тинчлиқ орнитишни тәл әп қилған. Йүсүп Қидирхан билән Насир Илкхан буни рәт қилған болсиму, Туғухан Султан Мәһмудниң тәклипини қобул қилип өз алдиға пүтүшиду вә һ. 400/М. 1009 – йили Султан Мәһмудқа әлчи әвәтиду. Әслидила ахириқи қетимқи урушта қараханийларниң мәғлуп болушиға сәвәбчи болғанлиқидин, Йүсүп Қидирхан билән Насир Илкхан Туғанхандин қаттиқ нарази еди. Бу қетимқи сулһдин техиму ғәзәпләнгән Насир Илкхан Туғанханниң җаҗисини бериш үчүн, һ. 401/М. 1010 – йили қишта Сәмәрқәндтин Ордукәнткә қарап йолға чиқип Баласағунға йеқинлашқанда қаттиқ соғуқ вә қар йағқанлиқтин, Өзкәнттин өтәлмәй туруп қалиду[11]. Бу йүрүштин хәвэр тапқан Султан Мәһмуд дерһал Илкхан Насирға әлчи әвәтип униңға мақул келидиған мувапиқ шәртләр асасида сулһ қилишни тәклип қилиду. Мәнсурхан бу шәртләрни өзигә пайдилилиқ вә мувапиқ дәп билип, қобул қилиду. Һ. 402/м. 1012 – Йили әтрапида Тоғанханниң акиси Илкхан Насир Ибин Әли өлгәндин кейин Йүсүп Қдирхан Йаркенд вә Кашғәрни ишғал қилип, Султан Әһмәд Тоғанханни Баласағунға кетишк ә мәҗбурлайду[12].

Тарихчи Ибнул Әсир һ. 401/М. 1010 – йили вәқәлирини байан қилғанда бу җәрйанни мундақ йазиду: «Бу йилда Иликхан қошун башлап қериндиши Туғанханға җаза йүрүшигә атланған. Өзкәнткә барғанда қар йеғип кетип йолини давамлаштуралмай Сәмәрқәндкә қайтқан. Бу җаза йүрүшиниң сәвәби Туғухан йәминуддәвлә[13] Мәһмуд ғәзнәвийгә қериндиши Әли Иликханниң Хурасанни бесивалмақчи болғинидин өзрә онатип: ‹мән буниңғ а рази болмидим► дәп гунаһни қериндишиға артқан вә униң қилмишидин өзини ақлиған. Иликхан Насир буниңдин хәвәр тапқандин кейин ғәзәплинип уни әдәблимәкчи болған»[14]. Демәк, Туғанханниң Султан Мәһмудқа өзрә ейтишиниң сәвәби, 397 /м. 1006 Султан Мәһмуд Һиндистанда ғазат қиливатқанда Иликхан Мәнсур Ибни Әлиниң Бәлх вә Хурасанға икки йолдин қошун йоллап һуҗум қилиши еди.

Мәйли қандақ болсун, Туғанханниң Султан Мәһмуд билән мунасивити йахши болуп, икки оттурида уруш болушни хаһлимиған вә сулһ тәрәпдари болған.

Ибнулъәсир йәнә һ. 403/М. 1012 – йили вәқәлирини байан қилғанда мундақ йазиду: «Туғухан тәхткә олтурғандин кейин йәминуддәвлә Султан Мәһмудқа әлчи әвәтип йаришиду вә униңға: «бир – биримиз» билән һәпилишишни қойуп, сениң Һиндистанда ғазат қилиш билән мәшғул болушуң, мениң капир түркләргә қарши ғазат билән мәшғул болушум исламниң вә мусулманларниң мәнпәъәтидур», дәйду. Бу сөз Султан Мәһмудқа йарап кетип мақул болиду вә һәр иккиси капирларға қарши ғазат қилиш билән болуп кетиду»[15].

Қитанлар билән болған җәң вә зәпәр

Я Тоғанхан заманида йүз бәргән иккинчи зор вәқә болса, Туғанханниң қитанлар билән қилған чоң урушидур. Тарихчиларниң баян қилишичә һ. 408/М. 1008 – йили Лийав сулалиси йүзмиң кишилик сувари қошун билән Алтай тағлирини ешип, Шәрқий Түркистанға һуҗум қилди. «Икки өгүз» (һазирқи Алтай вилайтити) вә Имил қатарлиқ җайларни ишғал қилип Илиға қарап илгириләп Или дәрйаси бойиға йеқинлашти. Туғухан у күнлэррдә қаттиқ кесәл болғанлиқтин, қитанларниң алдини тосуш үчүн йоллиған әскәрлириниң мәғлубийитини аңлап көп ғәмкин болған в ә Худаға йи ғлап өзигә шипа тилигән. Бир кечидә Туғухан шипа тепип, қисқа вақит ичидә мағдуриға кәлгән. Кашғәр вә башқа тәрәпләрдин Баласағунға кәлгән йардәмлэр билән күчини ашуруп, қитанларниң үстигә йүргән вә уларниң көп қисмини өлтүрүп, қа чқанлириниң арқидин қоғлап Имилға қәдәр барған. 10 Миңдин көпрәк қитанни әсир елип, қалғанлирини қоғлап Алтай тағлиридин өткүзүветип қайтқан. Бу қетимқи йеғида һесабсиз чарва – мал ғәнимәт елинғанлиқи ривайәт қилиниду[4].

 

Дияримизға бастуруп кәлгән бу қошун бәзи Уйғур вә әрәб тарихчилири тәрипидин түрк йаки хитай дәп қәйт қилинған болсиму, булар әсли Тунгус ирқидин болған алтай қәвмлиридин бири болуп, милади 916 – йили Йоллуғ Апаги тәрипидин қурулған, кейинчә земини шәрқтә тинч окяндин ғәрбтә моңғул далсиниң ғәрбигичә, җәнубта таңғут ханлиқи вә шималий суң сулалисиға қошна болған лийав сулалиси қошунидур. Қитанлар йайлақ милләтлиридин болуп, үнүмсиз җоғрапиийилик шараъит баъис мәвҗудийитини давамлаштуруш үчүн җан тикип җәң қилидиған, қаттиқ мунтизим бир қошунға егә еди. Туғухан (м. 998 – 1018) Заида қитан тәхтидә Йоллуғ Лоңшү (м. 982 – 1032) Хан болуп, дөләт земинида йашиғучи хәнзулар қитан һакимийитини хушаллиқ билән қобул қил ған вә қитанларму аллибурун хәнзу мәдәнийитини қобул қилип, хәнзу вә қитан милләтлири биргә җәң қилидиған һаләт шәкилләнгәниди , өз вақтидики ислам дөлитигә таҗавуз қилмақчи болған қошунға лийав зминиға дахил хәнзу вә қитан хәлқлиридин тәшкилләнгән қошун бәзи мәнбәләрдә икки й змиң кишилик дәп қәйт қилинған. Батур муҗаһид Туғухан бу қитанларниң һуҗумини алдинъала тосуп, ғәрбкә йүрүш қилишиға пурсәт бәрмәй қараханийлар ханданлиқиниң земин пүтүнлүкини қоғдап қалған.

Йәнә бу чоң җәңдә әсиргә елинған қитанларниң санини Муһәммәд Әмин Һәзритим 10 миңдин көпрәк дәп йазған болсиму, тарихий мәнбәләрдә асасән дег үдәк 100 миң дәп алиду. Бу җәңниң интайин чоң җәңлики, бу җәңгә қатнашқан қошун саниниң тарихта кәм учрайдиған дерриҗидә көп болуши, шундақла ғәлибиниң тарихий бир ғәлибә ик әнлики әсирләр саниниң 10 миңдин көплүкини көрситиду.

Имам Зһәбий бу қошунни мундақ байан қилиду: «Униңға қарши хәнзу вә қитан қошунлири йүрүш қилди. Уларниң сани тарихта аңлап бақмиған дериҗидә көп, һәтта 300 миң еди дейилгән. Бу чағда Туғухан кесәл еди.

У: ‹И Аллаһ! Уларға қарши ғазат қилишим үчүн маңа шипалиқ ата қилғайсән, адин хаһлисаң җенимни алғайсән› дәп дуъа қилиду вә дуъаси иҗабәт болуп сақийиду. Қошунлирини топлап уларға қарши туйуқсиз һуҗумға өтүп улардин 200 миңға йеқинни өлтүрүп, 100 миңни әсир алиду. Бу һ. 408/1017 – йили йүз бәргән тарихта дастан болғудәк чоң җәң еди. У Баласағунға һәдди – һесабсиз ғәнимәтләр билән қайтти. Қайтип болушиға Аллаһ уни вапат таптурди»[6].

Қитанларниң дийари вә икки тәрәп қошуни һәққидә имам Ибни Хәлдун «Чин тәрәптин түрклэрниң чиқиши» дегән темида техиму ениқрақ мәлумат бериду: «һ. 408 – йили Чин билән Мавәраъуннәһр арилиқидики чөлдин 300 миң чедирға йеқин нурғунлиған түрк қошуни чиққан. Улар чедирни җазкан дәп атишатти в уни теридин на сайтети. Уларниң көп қисми қитанлардин еди. Улар Түркистан мүлкидә земин игилигили турди. Буниң нәтиҗисидә Түркистан хақани Туғухан ағрип қалди. Улар бу пурсәттин пайдилинип темиму илгириләп йүрүш қилип бузғунчилиқ қилишқа башлиди. Андин Туғухан сақийип җими дийарлардин мусулманларни сәпәрвәр қилип топлап уларға 120 миң кишилик қошунда йүрүш қилиду. Дүшмән униңдин йеңилип қачиду. Туғухан уларни үч айғичә из қоғлап ахири қаттиқ мәғлуп қилип улардин 200 миңға йеқин кишини өлтүрүп 100 миңға йеқинни әсир алиду. Чарва – мал, чедир, чинниң алтун – күмүш қача – қучилири қатарлиқ тилда ипадиләп бәргили болмайдиған нурғун ғәнимәтләрни алиду». Ибни Хәлдун йәнә бир орунда дүшмән қошунидин өлтүрүлгәнлэр санини 100 миңға йеқин, әсир елинғанлар саниниму 100 миңға йеқин, дегән[16].

Ибнул Әсир қитан қатарлиқ «түрклэр» һәққидә: «уларниң йүрүш қилишиниң сәвәби шуки, Туғухан падишаһ болғандин кейин қаттиқ ағрип йетип қалиду. Кесили узирап кәткәчкә дүшмән бу дийарларға көз тикип йүрүш қилиду. Бәзи җайларни егиләп, олҗа вә әсир елип улар билән Баласағун оттурида 8 күнлүк йол қалғаниди, Туғухан уларниң бу қилмишлиридин хәвэр тапқанда Баласағунда кесәл еди. У капирлардин интиқам есть елиш в ә Вәтәнни уларниң шёрридин қоғдаш үчүн Аллаһтин шипалиқ тилиди в ә мәқсәт ада болғандин кейин Аллаһниң ирадә қилғиннини қилишини сориди. Аллаһ униң дуъасини шу һаман иҗабәт қилип униңға шипалиқ ата қилди. У әскәрлирини топлап в исламе дийарлириға чақириқ қилип мәктуп әвәтти. Шуниң билән униң йенида 120 миң пидаъий қошун җәм болди. Басқунчи түркләргә униң сақийип қопқанлиқи вә қолидики қошунниң зорлуқи йәткәндә юртлириға қайтишти. Туғухан уларниң арқидин үч ай қоғлап йүрүп ахири уларға туйуқсиз һуҗум қилип уларни мәғлуп қилди»[17], дәйду.

Имам Зәһәбий бу тарихий чоң җәңни мундақ тәсвирләйду: «Туғухан Мавәраъуннәһр иқлимини елип мүлки кеңәйгәндин кейин чин падишахи йүзмиң чедирлиқ қошун билән уни ңға қарши йүрүш қилди. Туғанханму әскирини топлап қошун тәйярлиди. Мусулманлар зилзилигә келип әһвал хәвплик болди. Җиһад үчүн хәлқ сәпәрвәр болуп пидаъийлар қошулуп Туғанханиң қошуниних сани 100 миң җәңчи әтрапида болди. Аллаһқа йелиниш вә дуъа – тиләкләр көп болди. Икки қошун учрашти. Гойаки икки деңиз бир – биригә урулди. Һәр икки тәрәп чидамчанлиқ көрсәтти. Өлүмниң тәми ислам әһлигә татлиқ туйулди. Улар шаһадәтни әла билип җәң қилди вә Аллаһниң нусритигә еришти. Куппарлар үстидин ғәлибә қилди. Бу чоң җәң ислам җәңлириниң немидегән улуғи – һә! Заманисида һәқиқәтән мысли көрүлмигән еди»[18].

Шу дәврдә Йәминуддәвлә Мәһмуд Ғәзнәвийгә вәзир болған атақлиқ әдиб вә тарихчи Әбу Нәср Муһәммәд Ибни Абдулҗаббар (һ. 427 / М. 1036) қиммәтлик әсири «Тарихи йәмийний»дә бу чоң җәңни мундақ тәсвиләйду: «Чин тәрәптин Туғанханға вә түрк дийарлири билән Мавәраъуннәһр қатарлиқ ислам дийарлириға қарши қошунлар атланди. Уларниң сани 300 (йәнә бир Нусхида 100) миң чедирлиқ ләшкәр болуп, исламийәттә унчилик зор қошунниң бир йәргә топлиниши аңлинип бақмиғандур. ﴿Улар Аллаһниң нурини еғизлири билән өчүрмәкчи болушиду﴾[19]. Ислам әһли көп бозәк қилинип, қой кәби буғузланғачқа, буларму ислам әһлигә таҗавуз қилмақчи болиду. Шуниң билән Туғухан ислам дийарлирини сәпәрвәрликкә чақирди. Ниһайәт униң йениға түрклэрдин, пидаъий әркәклэрдин вә һөр ғазатчилардин 100 миңға йеқин әр җәм болди. Дүшмәнниң бастуруп келиватқанлиқи һәққидики қорқунчлуқ хәвэрни көп аңлап мусулманларниң қулақлири сағру болди. Дилларни қорқунч қаплиди. Көңүллэр хәвпсириди. Зикир тилавәт, дуъа – тиләкләр һәмдәм болди. Туғухан бастуруп келиватқан куппарлар қошуниға қарап қаттиқ урушуш нийитидә, йа өлүмни күтүвелиш йаки Аллаһниң пәйғәримби Муһәәд Сәллаллаһу Әләйһи Вәс әллэм тили арқилиқ муъминләргә бәргән ﴿шәк – шүбһисизки, биз пәйғәмбиримизгә, мөминләргә һайатий дунйада в гуваһчилар һазир болидиған күндә әлвәт йардәм беримиз﴾[20] дегән һәқ сөзидики вәдиси бойичә нусритигә еришиш мәқситидә в атланди. Арқа – арқидин шундақ чоң җәңлэр болдики, каллиларниң элинишидин, қанларниң төкүлүшидин, атларниң бир – биригә соқулушидин булутлардин йамғур йеғиватамду йаки қан қуйулуват амду? Қиличлар гирәлишиватамду яки чақмақ чеқиватамду? Кечиниң зулмитиму яки җәңниң чаң – тузанлириму айриғили болмай қалди. Бу җәңдә җанабий Аллаһ баштин – ахири мусулманлар қошуниға нусрәт ата қилди. Муъминлэр Аллаһниң йардимигә ишәнч қилған һалда бир күни душмән билән һәл қилғуч чәңгә кирди вә сәбатлиқ көрсәтти. Аллаһниң дүшмәнлири болса мәстәк болуп кәтти, күн чиқип көтүрүлгәндә қуйаш худди уларниң каллилириниң дөвисигә кийдүрүлгән таҗ кәби көрүнди. Аллаһниң әвлиялири болса Аллаһниң нусрәт ата қилип ғәлибә қилдурғанлиқидин хушал кәйпийатта каллиларни чепип һармиди. Ниһайәт улар җәң мәйданидин айрилғанда кәңри сайлиқта 100 миңға йеқин каллиси тенидин җуда болған тап, чепилған қол – путларни сиртланларға йәм, ач йиртқучларға зийапәт с үпитидә ташлап маңди. Аллаһ таъала мусулманларға 100 миңға йеқин малай вә дедәклерни, чөл – байаван йоллириға, сайлиқниң әтрапиға патмай қалған мал – чарвиларни олҗа қилип бәрди. Қалғанлири тирипирән болди. Уларниң арқидин из қоғлиған қиличлар уларни чепип тохтимиди. Уларниң җанлирини қуш кәби учуп берип алди. Бу ғәлибә хушхәвири ислам дийарлириға пур кәтти. Йүзләр күлүп, диллар ич – ичидин йоруди. Пүтүн халайиқ шадлиққа чөмди вә Аллаһқа шүкүрләр ейтилди. Өй – өйләргә, һәтта қәсирләрдики чимилдақларғичә хушхәвәрләр йәтти.»[21].

Бу йәрдики қошунниң әскәр санида охшимихан қарашлар болуши мумкин. Лекин шу чағдики қараханийлар дөлитиниң саманийлар дөлитини мунқәрз қилип (һ. 389 / М. 999) ғәзнәвийләр билән тәңмутәң тиркишип турғанлиқини көздә тутсақ в тарихчиларни ң бу қетимқи қитан қошунлирини «тарихта мысли көрүлмигән» дейишидин, бир нәччә хил мәнбәдә берилгән рәқәмлэрдин саниниң әднаси 200 миң әтрапида икәнликини пәрәз қилиш мумкин. Бәзи хитайчә йазмиларму бу санни 200 миң дәп алиду[22]. Уларни бундақ мәғлуп қилишида Туғанханниң биз йуқирида тил алған Султан Мәһмуд Ғәзнәвий билән өзъара һәпиләшмәй һәр икки тәрәпниң капирлар билән тутушуши һә ққидики келишимнамисиниң ролики интайин муһим. Чүнки Туғухан бу қетимқи йүрүшкә Султан Мәһмуд Ғәзнәвийдинму йардәм тәләп қилған вә Султан Мәһмуд йардәмгә қошун әвәткән[23].

Мана бу шанлиқ зәпәр Туғухан Султан Мәһмуд Ғәзнәвий билән сулһ түзүп нәқ 5 йил кейин қолға кәлгән болуп, бу ғәлибиному ашу сулһиниң бир мевиси дейишкә болиду.

Төһписи

Туғухан тәхткә олтурғандин кейин Йәминуддәвлә Султан Мәһмудқа әлчи әвәтип униңға: «Бир – биримиз билән һәпилишишни қойуп, сениң һиндистанда ғазат қилиш билән м әшғул болушуң, мениңир кап түркләргә қарши ғазат билән мәшғул болушум исламниң вә мусулманларниң мәнпәъәтидур», дәду[15]. Мана бу тарих сәһипилиригә алтун һәл билән йезилиши керәк болған, Туғанханниң исламни нәқәдәр тоғра чүшәнгән дана зат икәнликини көрситидиған эсил сөз болуп, буниң билән ик ки чоң ислам дөлити оттуридики биһудә уруш тохтиған вә зиддийәт достлуққа айланған. Туғанханниң кө фаңлидин чиққан бу сөзләр улуғ ислама баһадири, Һиндистантиһи Султан Мәһмуд Ғәзнәвийниң көңлигә интайин йаққан вә бу сулһ нәтиҗисидә қараханийлардин хатирҗәм болған Султан Мәһмуд кейинчә Һиндистанда чоң фәтһиләрни ройапқа чиқирип һ. 416, Зулқәъдә / м. 1026 – йили январда Һиндулар үстидин ғалиб кәлди. Сумма бутханисини қоғдап туруватқан 50 миң Һиндуни қәтл қилди. Иликхан Туғанханму бу сулһ арқилиқ күчини ғәзнәвийләр билән урушуп хоратмай сақлап қалған вә һ. 408/М. 1017 – йили капирларниң тарихий зор қошуни үстидин ғалип келип ислам дөлитимизни капирларниң истиласидин қоғдап қалған.

«Бир – биримиз билән һәпилишишни ташлап капирлар билән ғазат қилишқа йүзлинәйли» дегән бу хитаб һазирму пүтүн мусулманларға йол көрситидиған дана сөздур. Улуғ исламниң вә қериндашлиқниң тәқәззасидур. Шуңлашқиму ислам тарихчилири Туғанханниң бу сөзигә наһайити йуқири баһа бәргән.

Туғанханниң мәйли саманийлар дөлитини йоқитип қараханийлар дөлитини кеңәйтиштики ойниған ролики болсун, мәйли ғәзнәвийлэр дөлити билән сүлһ түзүш тәрәпдари болуп, қараханийлар ниң күчини қоғдап қелистики муһим в асаслиқ ролики болсун, вәмәйли қитанларниң һуҗмини тосуп қараханийларниң земин пүтүнлүкини сақлап қелистики ролики болсун, һәммиси уни мус улман қараханийлар вә Оттура Асия тарихидики муһим шәхскә айландурушта йетәрлик.

Туғанханниң ислам делитини мустәһкәмләш вә уни қоғдап қилиштики пидакарлиқи вә тиришчанлиқлири аббасийлар хәлиписи тәрипидинму муъәййәнләштүрүлүп униңға катта мәртив ә вә нам – атақларни инъам қилғанлиқиму тарихий мәнбәләрдә тилға елиниду[2].

Вапати

Қитанлар Туғанханниң кесили сәвәблик қараханийлар дөлитини өзлири билән һәпилшәлмәйду дәп қарап бесивалмақчи болған. Туғухан һәқиқәтән қаттиқ кесәл болуп, дүшмән бәзи җайларни игиләп, олҗа вә әсир елип улар билән Баласағун оттурида 8 күнлүк йол қалғаниди, у капирлардин интиқ я элиш вә Вәтәнни уларниң шәридин қоғдаш үчүн аллаһтин шипалиқ тилиди вә мәқсәт ада болғандин кейин Аллаһниң ирадә қилғинини қилишини сориди. Аллаһ униң дуъасини шу һаман иҗабәт қилип униңға шипалиқ ата қилди. Җәң ғәлбилик ахирлишип Вәтән туприқи қоғдалғандин кейин Әһмәдхан узун өтмәй җәннәтул бақийға риһләт қилди.

Тарихчилар Туғанханниң дуъасини һәзрити Сәъд Ибни Муъаз Рәзийәллаһу Әнһуниң дуъасиға охшитиду. Әбулфида мундақ дәйду: «Туғанханниң бу қиссиси Сәъд Ибни Муъаз Рәзийәллаһу Әнһуниң хәндәк ғазитидики қиссисигә немидегән охшаш – һә! У хәндәк ғазитида йариланғанда бәни қурәйзә ғазитиға қатнишалиши үчүн Аллаһтин уни йашитишни тилигән. Йариси сақийип пәйғәмбәр әләйһиссалам бәни қурәйзиликлерни өлтүрүп вә әсир елип уруш ахирлашқандин кейин Сәъд Рәзийәллаһу Әнһуниң йариси қайти дин еғирлишип вапат болған»[24].

Сәъд Ибни Муъаз Рәзийәллаһу Әнһуниң вәқәликини имам тирмизий мундақ ривайәт қилиду: җабир Рәзийәллаһу Әнһу ривайәт қилидуки, әһзаб ғазитида Сәъ Ибни Му ъазға оқ тегип, биликидики чоң томурни үзивәтти. (Қан тохтимай аққанлиқи үчүн) Пәйғәмбәр Сәлләллаһу Әләйһи Вәсәлләм униң йарисини отта дағлиди. Әмма Сәъдниң қоли ишшип кәткәчкә, дағлаштин тохтиди. Қан йәнә еқишқа башлиған еди, уни йәнә бир қетим дағлиди, қоли йәнә ишшип кәтти. Сәъд бу әһвални көрүп:

− И Аллаһ! Бәни қурәйзә һәққидә көңлүм тинҗимай туруп көзүмни йумдурмиғин, − дәп дуъа қиливеди, қан тохтап қалди вә бэни қурәйзә һәққидә һөк үм чиқарғучә бир тамчиму ахмиди. Пәйғәмбәр Сәлләллаһу Әләйһи Вәсәлләм һөкүм қилиш ихтиарлиқини униңға бәргәниди, у:

− Бәни қурәйзәниң әрлири өлтүрүлсун. Айаллири әсир елинип, мусулманларниң хизмитигә селинсун, − дәп һөкүм қилди, (бу һөкүмни аңлиған) Рәсулуллаһ:

− Аллаһниң уларға чиқарған һөкмини бәрдиң, − деди. Улар җәмъий 400 киши болуп, һәммиси қәтил қилинип болғандин кейин, Сәъдниң йариси ечилип, қансирап өлүп кәтти[25].

Ибни Хәлдунму Туғанханниң дуъасини Сәъд Ибни Убадә Рәзийәллаһу Әнһуниң дуъасиға охшитип мундақ дәйду: «Туғанханниң иманиниң сағламлиқиға далаләт қилидиған ғ әлитә бир әһвал шуки, түрклэр Баласағунға һуҗум қилған вақитта битаб еди. Дүшмәнниң һуҗум хәвирини аңлиғанда Аллаһ Таъалаға капирлардин интиқам елип Вәтәнни қоғдап қелиши үчүн шипалиқ ата қилишини тиләп дуъа қилиду. Аллаһ униң дуъасини дерһал иҗабәт қилиду»[26].

Әбу Нәср Муһәммәд Ибни Абдулҗаббар «Тарихи йәмийний»дә, Әһмәд Тоғанхан өзи қатнашқан қитан һуҗумиға қарши урушниң ғәлбисидин кейин мундақ дәйду: «Бу Алла һ Таъаланиң өзи рази болған вә нусрити билән вайиға йәткүзүшни вәдә қилған диниға қилған лутфи иди. Бу дәһшәтлик җәңдин кейин узун өтмәйла Аллаһ таъала Туғанханни өз дергаһиға елип кәтти. Униң һаятини шаһадәт билән ахирлаштуруп, съадәткә ериштүрүп униңға мәңгүлүк қараргаһтин сиддиқлар мәртивиси вә маканиға җайлаштурди. Униң орниға қериндиши Арсланхан Әбу Мәнсур Әлъәсам (гас) тәхткә чиқти»[21].

Мәнбәләр

Мәнбәләр доктор Абдулъәзиз Рәһмәтуллаһ тәрипидин рәтлинип «Саҗийә ислам билимлири тори»да елан қилинған. Улиниш тарихи: 2020 — 18 йил — өктәбир.

«Тарихи әбилфида», 2 – том, 34 –, 67 – бәтләр.

Һаҗи Нурһаҗи, «Қәдимки Уйғурлар вә қараханийлар», Шинҗаң хәлқ нәшрияти м. 2009 – йили, 475 – 476 – бәтлэр.

«Тркстан мн алфтح алعрбй إли алғзо алмғолй», фасийлий бартольд, 414 – бәт.

«Я. Туғухан һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә қараханилар тарихида йүз бәргән бир нәччә вәқә», Лийуги, Шинҗаң иҗтимаъий пәнләр тәтқиқати «ички», м. 1986 – йили 9 – сан. 2 – Бәт. тәрҗимә қилғучи: Абләт Нурдун.

«Әлкамил фиттарих», Ибнул Әсир 8 – том, 154 – бәт.

«Сийәру әъламин нубәла», Имам Зәһәбий, 17 – том, 279 – бәт.

«Тарихи ибни хәлдун», Ибни Хәлдун, 4 – том, 172 – бәт.

Турғун Алмас, «Уйғурлар», дуқ, 2017 – йил, 523 – бәт.

Турғун алмас, «Уйғурлар», 524 – бәт.

Муһәммәд Әмин Буғра һәзритим, «Шәрқий Түркистан тарихи», 137 – бәт.

Муһәммәд Әмин Буғра һәзритим, «Шәрқий Түркистан тарихи», 141 – бәт. Турғун Алмас, 1009 – йил 12 – ай дейиш биләб биргә, 1012 – йил 12 – ай дегүчиләрму бар дәду, 524 – бәт.

Турғун Алмас, «Уйғурлар», 524 – бәт. Бартольд «Йәттәсу тарихиниң очрики», Уйғурчә, 25 – бәт.

«Йәминуддәвлә»: әрәбчә дөләтниң оң қол – қанити дегән мәнидә. Бундақ нам елишиниң сәвәби шуки, в исламе дийарлириниң шәрқтики қисмиға һөкүмдарлиқ қилған. Қараң: доктор Һәсән Баша. «Тарихтики, һөҗҗәт – вәсиқиләрләр вә асаръәтиқиләрдики исламий нам – атақлар», 115-бәт.

«Әлкамил фиттарих», Ибнул Әсир 4 – том, 148 – бәт. «Тарихи ибни хәлдун», Ибни Хәлдун, 4 – том, 487 – бәт.

«Әлкамил фиттарих», Ибнул Әсир 4 – том, 154 – бәт.

«Тарихи ибни хәлдун», Ибни Хәлдун, 3 – том, 443 – бәт. Вә 4 – том, 375 – бәт.

«Әлкамил фиттарих», Ибнул Әсир 4 – том, 172 – бәт.

«Ислам тарихи», Имам Зәһәбий, 28 – том, 77 – бәт.

«Қуръан кәрим», Сурә тәвбә, 32 — айәт

«Қуръан кәрим», Сурә ғафир, 51 — айәт

«Тарихи йәмийний», Әбу Нәср Муһәммәд Ибни Абдулҗаббар, 1 – том, 385 – 387 – бәтләр.

«И Туғухан һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә қараханилар тарихида йүз бәргән бир нәччә вәқә», Лийуги, Шинҗаң иҗтимаъий пәнләр тәтқиқати «ички журнал», м. 1986 – йил 9 – сан 6 – бәт. Тәрҗимә қилғучи: Абләт Нурдун.

«ﺋﺎﻟﻘﺮﺍﺧﺎﻧﻴﻮﻥ – ﺩﺭﺍﺱة ﻓﻲ أصﺋﻮﻝهﻡ ﺋﺎﻟﺘﺎﺭﻳﺨﻲة ﺋﻮعﻻﻗ ﺖهﻡ ﺋﺎﻟﺴﻴﺎﺳﻲة ﺋﻮﺩﻭﺭهﻡ ﻓﻲ ﺋﺎﻝحﻳﺎة ﺋﺎﻝعﻟﻤﻲة» ﺩ. ﺱعﺍﺩ هﺋﺎﺩﻱ حﺳﻦ إﺭحﻳﻢ ﺋﺎﻝطﺍъﻱ، ﻡ. 2016 – ﻳﯩﻠﻰ, 80 – ﺑﻪﺕ.

«ﺗﺎﺭﯨﺨﻰ ﺋﻪﺑﯩﻠﻔﯩﺪﺍ» ,

«Сунэни тирмизий», 1582 – һәдис. Албаний: сәһиһ, дегән.

«Тарихи ибни хәлдун», Ибни Хәлдун, 3- том, 486 – бәт.