Четверг, 5 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

Teklimakandiki qedimki sheher — Kitik

Тәклимакандики қәдимки шәһәр — Китик

Ғалиб Барат Әрк

 

Editing and transliteration into Cyrillic Amrak

Уйғур хәлиқ еғиз әдәбийати вә классик тәзкириләрдә Тәклимакан вә Тәклимакан йутуп кәткән қәдимки шәһәрләр һәққидики ривайәтләр сөзләнгән болуп шу шәһәрләрдин әң мәшһурлиридин бири «Шәһри Китик» тур. «Шәһри Китик» һәққидики ривайәтләр Тәклимакан һәққидики ривайәт билән бирикип кәткәчкә толиму мәшһур һәм тарқилиш даирисиму кәң. Шуңа Шәһри Китикниң конкрет орни һәққидики қарашларму һәр хил, төвәндә биз чәклик материалларға асаслинип туруп бу һәқтә һөкүм чиқиришқа тиришимиз. Шәһри Китикниң конкркет орни һәққидики қарашларни төвәндики бир қанчә хилға йиғинчақлаш мүмкин.  Қәшқәр вилайитиниң Маралбеши наһийиси тәвәсидә

(1) Хотән билән Чәрчән арисида йипәк йоли бойида Чәрчән наһийисиниң хадилиқ дигән йеридә

(2) Чәрчән наһийисиниң ақтаз дигән йеридә Чәрчән наһийисиниң шәрқи шималидики Ақтар әтрапида

(3) Чақилиқ наһийәсиниң тәвәсидики Лоп көли бойида

(4) Чақилиқ наһийиси тәвәсидә, Тарим дәрйасиниң айағ еқинидики «етәк терим» дигән җайда Лопнур наһийиси тәвәсидики Ақтарма мәһәллисигә йеқин (деһқанчилиқ 2-девизийиси 31-полк әтрапиға йеқин)

(5) Пичан наһийиси тәвәсидики Қумтағ дигән җайда

(6) Бүгүр наһийиси тәвәсидә Шәһри Китикниң орни һәққидики қарашлар һәрхил болупла қалмастин униңға мунасивәтлик ривайәтләрму хели көп, төвәндә биз Шәһри Китиккә мунасивәтлик материйалларни көрүп бақайли:

1.Чаросийәлик екиспидитсийәчи Пржевалский ( 1839- 1888) «Лоп көлигә сәпәр›› намлиқ китабида хәлиқтин аңлиған мундақ бир ривайәтни хатирлигән: «сөзләп бу йәргә кәлгәндә Шәһри Китиккә аит ривайәтниму сөзләп өтәй, шу йәрлик аһалиләрниң ейтишичә бу қәдимки шәһәр Тарим дәрйаси бойидики Ақтарма мәһәллисиниң қарши тәрипидики қумлуқта екән. Ривайәттә ейтилишичә бу шәһәрниң көлими интайин чоң булуп хәлиқи бай — параван екән. Бу җайниң қәдимки аһалиси будда динидиму қандақ башқа бир динға етиқат қилидикән, алтундин һәл берилгән нурғун ибадәтханилири бар екән.  Ислам дининиң тәсири Шинҗаңда кеңәйгәндин кейин, бир дин тарқатқучи Шәһри Китиккә кәпту һәмдә бәг йу пухраларни дини исламға дәвәт қилипту, әмма пүтүн шәһәр аһалилири униңға қәти қарши турупту. Бу дин тарқатқучи Худаға налә қилип бу дини исламға кирмигән аһалиләрни һәм шәһрини қумға басруқ қилишни илтиҗа қилғачқа тилиги иҗабәт булуп боран чиқип шәһәр қум тегидә қапту. Әмма аһалиләр өлмигән болуп ривайәттә ейтилишичә улар чигә (Лоп кәндири)ниң йилтизини йәп һайат кәчүрүдикән, уларниң тохулириму өлмигән булуп бәзидә қум тегидин тохуларниң чиллашлири аңлинидикән.»

(7) Илавә: Ақтарма мәһәллиси Лопнур наһийә тәвәсидики деһқанчилиқ 2-девизийиси 31-полк әтрапида.

  1. Пичан наһийилик сийаси кеңәш тарих материйаллири комтети түзгән «Пичан тарихи материйаллири›› (8-қисим)да «Аманшаһ вә Шәһри кКтәк›› намлиқ бир мақалә болуп униңда «Лүкчүн даирисидики йашанған кишиләрниң ривайәт қилишичә буниңдин тәхминән 700 йиллар илгири Лүкчүн шәһриниң шәрқи җәнубидики Қумтағниң орнида ’күтәк шәһри‘ дәп атилидиған катта шәһәр болған екән (Лүкчүндә йәрлик тилда көтәк шәһри дәп атайду). Бу шәһәрниң аһалиси көп болуп, кишиләр деһқанчилиқ, сода — сетиқ, қол — һүнәрвәнчилик ишлири билән шуғуллинидикән … Кишиләр бу шәһәрдә байашат турмуш кәчүрүватқан күнләрдә, уштумтут бир күни қаттиқ қара боран келип, җаһанни қараңғулуқ қаплап, асмандин қум йеғишқа башлапту… Қара боран, қум йеғиш үч кечә — күндүз давам қилип, бу шәһәрдики өй — имарәт, адәмләр, җанлиқ — җансиз мәвҗудатлар қум астиға көмүлүп кетип шәһәр орнида Қумтағ пәйда болуп қапту. Мана шу Көтәк шәһридә балиларни оқутидиған бир әқиллиқ молла бар булуп, бу моллам апәтниң еғирлиғини һес қилип, 30 – 40 талиби билән бир — бирини мәһкәм тутушуп, мома йағачни тутуп айлинишқа башлапту… Үч күндин кейин боран бираз пәсийип көз ечишқа мүмкин болғанда, моллам оқуғучиларни әгәштүрүп шималға қарап меңипту. Улар бир йәргә кәлгәндә боранму тохтап қумму йағмапту, улар шу йәрдә тохтап һардуқ елипту, андин моллам оқуғучиларға мушу йәр ’аманлиқ йәр‘ икән дәпту… Мискин Мупти Ахунум дигән адәм өзиниң нәвриси аманшаһлиқ Мәмур бәг дигән адәмгә бир данә китапни һәдийә қилип: ’Бу китап мундин 600 йиллар илгири қум астида көмүлүп кәткән Китәк шәһриниң тарихи, буни оқуп пайдилансиңиз болиду ‘ дигән екән. Бу китап Мәмур бәгниң қолида узун йиллар сақлинип мәдәнийәт инқилабида йоқалған.

(8) Илавә: мошу материйалда ейтилишичә «Аманшаһ» дегән җай нами әнә шу «Аманлиқ йәр» ривайитидин кәлгән екән, бу ривайәт бизгә Китик аһалилиридин бир қисминиң Пичан наһийигә көчүп барғанлиғини көрситип бәрди.

  1. Шинҗаң унверситетиниң проффесори Абдукерим Раһман түзгән «йипәк йуртидики әпсанә – ривайәтләр›› намлиқ китапқа 1983 — йил Алма — Атада нәшир қилинған «уйғур хәлиқ еғиз иҗадийити›› дигән китаптин мундақ бир ривайәтни киргүзгән: «Қачандур бир мәзгилдә Кәтәк шәһридә Җалалидин дигән киши йашиған икән. У Бухараға берип Ислам динини қубул қилғандин кейин өз йуртиға қайтип кәпту — дә Ислам динини тәрғип қилишқа башлапту. Бу мәзгилдә Кәтәк аһалиси бутпәрәс болғачқа, Ислам динини қобул қилишқа зади көнмәпту, буниңдин дили рәнҗигән Җалалидин молла бир күни йуртдашлирини раса қағапту. У тили өткүр әвлийа киши болғачқа шу заман униңға худадин «И, кәтәклик молла, дуайиңни иҗавәт қилдим, сән бүгүн кечә шәһәрниң оттурисидики мунарниң қешиға берип, униң әтрапида таң атқучә чөгилигин, әтә мениң карамитимни көрисән» дегән вәһи кәпту. Җалалидин кәтәги шу кечиси мунарни чөгиләп чиққанмиш, әттигәнлиги у өзи кечичә айлинип чиққан мунардин башқа пүткүл шәһәрниң қум астида қалғанлиғини көрүпту. Шәһәрниң хәлиқи һалак болуп пәқәт өзила һайат қалғанмиш. Шуниңдин кейин Җалалидин молла Ақсуға берип, у йәрдики аһалигә Ислам динини асанла қобул қилғузғанмиш7

(9). Илавә: Китапниң изаһида кәтәк — кетәк дәпму атилиду. У һазирқи Маралвешиға тоғра келиду, дейилгән.

  1. Ширйар исимлик муәллип йазған «Мәвлана «Әршидин тәзкириси› диму хели көп мәлуматлар булуп «Хоҗа һапиз кәбириниң оғли… Мәвланә Җамалидин билән шәйих Шаһабидин Бәлхи Бухара шәһридин чиқип… Нәччә айдин кейин «кетк» шәһригә кәпту …. Мусулман дисә намаз оқумайду, нәзир – чирақ, хәйир — еһсан қилмайду, Шарап ичиду. Куппар дисә иман ейтиду. Мусулманчә кийим кийиду, мусулманчә сөзләйду… Кетк шәһри қириқ бир шәһәрдин түзүлгән болуп бу шәһәргә пәқәт Зийур шаһла падишаһлиқ қилатти… (У Аллаһқа бу шәһәрни қумға көмүшни илтиҗа қилди)… Қум йеғишқа башлиди … Бу он бәш киши тағ терикигә бағланған калини таң йоруғичә һәйдиди. Таңниң йориши, қумниң тохтиши, тағ терикиниң көмүлишигә баравәр кәлди. Бу шәһәр пүтүнләй қум астида қалди… Улар тағ — дәрйалардин ешип, чөл-җәзириләрни бесип өтүп, Әрдәвил шәһригә келип Айкөл дигән җайда тәкйагаһ бина қилди … Йар бешидики «кеткләр кәнти» дигән әнә шуниңдин қалған… Ривайәтләрдә ейтишичә, бу чағда ТуғлуқТтөмүрхан Муғулистанға падишаһ еди. Хан ордиси Балғасунда иди.

(10). 5.«Җалалидин Бухари вә ТуғлуқТтөмүрхан һәққидә қиссә››дә ейтилған ривайәт йуқарқи ривайәт билән охшишиду.

(11) 6.«Мәвлана Әршидин вәли тәзкириси››дә «(Мәвлана Җамалидин вә Шаһабидин) Бухара шәһридин чиқип ғәрпкә қарап йол елип чөл- байаванларни кезип бир қанчә муддәттин кейин Қәшқәр земини билән өтүп Шәһри Китиккә йетип кәлдиләр… Мусулманмикин дисә намаз оқумайду, нәзир — чирағ қилмайду, рози тутмайду… Мусулманчә кийим кийиду, мусулманчә сөзләйду ….. Шәһри Китик 41 шәһәр еди. Чөл-байаванларни кезип Әрдәвилға йетип келип Айкөлдә маканлашти, улар берип йар бешиға орунлашти, бу җайни һазир Китик аймиқи дәп атайду. (бу вақитта ) Туғлуқ Төмүр Моғилистанға төрә иди».

(12) Илавә: Бу тәзкирә чоңрақ болуп мәзмуни һәм кәң еди, әмма мәзмуни алдинқи мәзмунлар билән асасән охшаш.

  1. Татар тарихчиси Қурбан Ғали Халиди «Тарихи хәмисәи шәрқи ›› намлиқ китабида: «Хотән шәһри билән Лоп көлиниң арилиғида бир қумлуқ байаван болуп тез йүрүштә 15 күнлүк мусапә екән. Алтә шәһәр аһалиси буниңға дәкадәка сәһраси дийишиду. Бу сәһра қәдимқи заманда ават йәр булуп бирнәччилиған катта шәһәр бар екән. Бу шәһәрләрниң әң чоңи Китик намлиқ шәһәр болуп һәммисиниң топлинидиған мәркизи бу шәһәр екән»

(13)дәп йазиду.

  1. Йапун алими Ханида Тору «Оттура Асийа експедитсийәсидин хатирә ›› намлиқ әсиридә: «Тарим дәрйаси Лоп көлигә қуйулидиған йәргә йеқин җайда Китик шәһри дәп атилидиған бир шәһәр бар икән…» дәп йазиду . Башқа мәзмунлар асасән йуқарқи ривайәтләр билән охшишиду.

(14) 9. Молла Муса Сайрами «Тарихи һәмиди›› намлиқ китабида бу һәқтә хели кәңри мәлумат қалдурған. «…. Моғулистан тәвәлигидики алтә шәһәрниң шәрқ вә җәнуп бурчиниң арилиғида Лоп дегән бир чоң вә мәшһур земин бар. «Тарихи Рәшиди» ниң муәллипи мәрһум Мирза Һәйдәр Корагани бурунқи тарихчиларниң китаплиридин нәқил кәлтүрүп йазған китавиниң ичидә Лоп дегән җайда он йәттә чоң шәһәрниң болғанлиғини көрсәткән вә шәһәрниң намлири, тәкти әһваллирини бир — бирләп байан қилған еди һәм адәмлириниң көплүги, земининиң аватлиғини йазған еди. Шәһри Китик, Шәһри Тәркән, Шәһри Чәмән вә Шәһри Лоп дегән шәһәрләр болса әнә шуларниң җүмлисидиндур. Уларниң ичидә Шәһри Китик вә Шәһри Лоп һазирму мәшһур… Лопниң шәрқи чегриси Ләнҗусең тәвәсидики Суҗу, Саҗу дигән хитай шәһәрлиригә улиниду. Шимали чегриси болса Қамул, Турпан, Корла қатарлиқ җайларға чегридаш, ғәрби тәрипи болса Шәһйар, Чәрчән, Хотән, Өса, Чабә дегән вилайәтләргә тутишиду… »

(15) 10. Муһәммәт Төмүр Қарақаши 1818 — йили йазған «Тәзкирәтул ершат ››та: « …тошқан йилида Шәһри Китикни қум басти, қум түн бойи һаман тохтимай йеғип туратти, һайат қалғанлар көрдики тамам Китик шәһри қум астида қелиптур. Шәһәрниң шундақ игиз сепил — қәләлири вә биналарниң изи вә халайиқлардин һич әсәр қалмапту. Аман қалған халайиқлар бу йәрдин тарқап кәтти, көчүп йүрүп Әрдәвил(Ақсу) Айкөл Йарбеши, Күсән (Кучар) тәрәпләргә берип розиғар өткүзди… » дейилгән.

(16) 11. Шаир Молла Шакир(1802-?) «Зәфәрнамә›› дастанида: Бар әрмиш бу Мачинда Шәһри Кетәк, Қириқ шәһриди бәзиләр қириқ йәк. Дуа бирлә әйләң уларни һалак, һәммә қәвми бәд қағуси зири хак, дәп йазиду.

(17) 12.«уйғур хәлқ ривайәтлири››гә киргүзүлгән бир ривайәттә (Бу ривайәт Ақсу вилайитиниң Шайар наһийәсидин тепилған қолйазмадин елинған) « … бир чағларда Тәклимакан бойидики Кетик шәһридә Җалалидин дегән бир киши йашиған икән… Бу чағда Кетик шәһридики кишиләр бутқа чоқунидиған болғачқа, интайин аз сандики кишиләр Ислам динини қобул қилғандин башқа, көп сандики кишиләр қобул қилишқа зади унимапту… Кетик шәһри қум астида қалғандин кейин, Җалалидин Кетик аман қалған кишиләрни башлап Шималға йүрүп Күсәнгә кәпту. Күсән хәлқиму бутпәрәс екән… Җалалидин Кетикиниң әгәшкүчилири игиз Чақилиқ икки йүз һарва билән хотун — балилири вә мал-дунйасини елип Әрдәвилгә йетип кәпту. Бурун кишиләр һарвини «тухри» дәйдикән. Шуңа һарвида кәлгән кишиләрни «тухрилар» дәп атапту. Кейинки күнләрдә «тухрилар» дигән сөз «тохула» ға өзгирип шулар маканлашқан йәрниң исми болуп қапту… »

(18) 13. Молла Муһәммәднийаз ибин Әбдулғәфур тәрҗимә қилған уйғурчә «Тарихи Рәшиди››дә: «Мәвланә Шуҗаиддин Мәһмуд болса Мәвланә Һафизиддин Кәбири Бухари һәзрәтлириниң иниси еди. Мәвланә Һафизиддин болса муҗтәһидләрниң әң ахирқилиридин булуп улардин кейин муҗтәһид пәйда болмапту. Чиңгизханниң талапитидә Бухара улуғлирини йиғипту. Чүнки Чиңгизханниң адити шундақ еди. Шундақ қилип, улар Мәвланә Һафизиддинни шеһит қипту. Мәвланә Шуҗаиддин Мәһмудни өй- вақилири билән қошуп көчүрүп, Қара Қурумға елип берип олтурақлаштурупту. Мәвланә Шуҗаиддин Мәһмуд Қара Қурумда вапат болупту. Андин кейин ТуғлуқТтөмүрхан харап болғанда, Мәвланә Шуҗаиддинниң оғли Хотән билән Турпан арилиғидики бир улуғ Шәһәр — Китик шәһригә көчүп берипту… Шәһри Китиктә туриватқан екән… Шунчә улуғ Китик шәһри қумниң тегидә қапту…»

14 .  Хивә хани Әбулғази Баһадурханниң «шәҗәрәи түрк›› намлиқ әсиридики байанларму йуқарқиларға мәзмун җәһәттин охшишиду. йуқарқи мәлуматлардин биз төвәндикидәк йәкүнләргә еришәләймиз:

  1. Шәһри Китик наһайити чоң һәм мәшһур шәһәр булуп у һәқтики ривайәтләр Тарим ойманлиғидики һәммә йәргә дигүдәк тарқалған, Шәһри Китикни мәркәз қилған һалда Шәһри Мәрдәк, Лоп қатарлиқ бирқанчә (ривайәтләрдә 41шәһәр дийилгән) шәһәр болған һәмдә Шәһри Китик һөкүмдариниң һөкүмидә болған.

2 . Шәһри Китик вәйран болған вақитта аһалисиниң мутләқ көпи будда йаки башқа динда булуп интайин аз сандикилири мусулман икән.

  1. Шәһри Китик вәйран болғандин кейин аһалиниң бир қисми ақсу , кучар тәрәпләргә көчүп кәткән, йәнә бир қисми Пичан — Турпан тәрәпләргә берип орунлашқан.
  2. Шәһәрниң вәйран болған вақти тарихи шәхсләрдин ТуғлуқТтөмүрхан вә Җалалиддин дәвригә тоғра келиду.
  3. «Улар мусулманчә кийим кийиду, мусулманчә сөзләйду» дийиш арқилиқ Шәһри Китик аһалилириниң Тарим вадисидики аһалиләргә охшашла уйғур екәнлигини көрситип бәргән. Бу пакитлар бизниң бу һәқтики издинишимизни наһайити қиммәтлик йип учи билән тәмин әтти. Тәтқиқатларға асасланғанда ТуғлуқТтөмүрхан Чиңгизханниң 2 — оғли Чағатайханниң оғли Дуваханниң оғли Емил Хоҗиниң пәрзәнди болуп Есән Буқахан қаза тапқандин кейин Есән Буқаханниң пәрзәнти болмиғачқа Доғлат әмири Әмир Болаҗи адәм ибәртип уни таптуруп келиду. Милади 1345- йили Таштөмүр исимлик киши Туғлуқ Төмүрханни тепип Ақсуға әмир Болаҗи һозуриға елип келиду. Милади 1347- йили ТуғлуқТтөмүрхан Алмилиқ шәһригә берип тәхттә олтуруп Шәрқи чағатай ханлиғиниң хани болиду, 1354-йили Җалалидин Китикиниң оғли Мәвланә Әршидинниң дәвитидә мусулман болиду һәмдә 160 миңдин артуқ аһалини мусулман қилиду. ТуғлуқТөмүрхан 1330- йили туғулуп 1363 — йили қаза тапиду. Җалалидин Китики башчилиғидики Китикликләр Җалалиддиниң башчилиғида көчүп йүрүп Туғлуқ Төмүрханниң Ақсудики вақтида бариду һәмдә униң билән көрүшүп дини исламға дәвәт қилиду . Туғлуқ Ттөмүрхан униңға вәдә қилип рәсми ханлиққа көтүрүлгәндә беришни андин шучағда мусулман болидиғанлиғини ейтиду, Җалалиддин Китики қаза қилғандин кейин оғли Мәвланә Әршидин униң вәсийитигә асасән Илиға издәп бариду, Туғлуқ Төмүрханму ислам динини қобул қилип мусулманчилиққа мушәррәп болиду, уйғурларниңму едилогийә җәһәттин бирликкә келишигә тарихи төһпә қошиду. Йуқарқилардин башқа йәнә мәлуматларму бар болуп мәсилини ениқлашта хели зор әһмийәткә егә булуп төвәндә мулаһизилимизгә пайдиси болсун үчүн көрүп өтүмиз. Пакитларға асасланғанда Җалалиддин Китики башчилиғидики көчмәнләрниң Ақсуға кәлгән вақти Туғлуқ Төмүрханниң Ақсудики вақтиға тоғра кәлгән болуп 1345- йилидин 1347- йилиғичә болған вақит болиду. «Тәзкирәтул ершат ››тики «Тошқан йили» ни миладийә қанчинчи йилиға тоғра келидиғанлиғини тәкшүридиған болсақ милади 1339- йили(«түрки тиллар дивани››, уйғур херистийан йадикарлиқлири, «җамиут таварих››, духан уйғур йадикарлиқлири, хәнзу мөчили) 1335 йаки 1336- йили («тарихи рәшиди››), 1337- йили («қиссәсул ғәрайип››) , 1334- йили («тарихи һәмиди››), 1335- йили (қазақистанда қоллинилидиған түрки мөчәл) булуп чиқиду. Йуқурида көргинимиздәк мөчәлни миладийәгә айландурсақ пәрқ келип чиқиду, бу пәрқләр әйни тарихи дәвр һөкүмдарлири кәлтүрүп чиқирипла қалмастин йил һесаплаштики охшимаслиқларм , миладийә һиҗирийә пәрқлириму кәлтүрүп чиқарған. Биз әгәр 1339- йилини қобул қилидиған болсақ бу йилни пәқәт Җалалидин Китики қатарлиқларниң Шәһри Китикни ташлап чиққан йили дәп қобул қилиш мүмкин. Шундақтиму биз Шәһри Китикни қум басқандин кейин Ақсуға кәлгүчә мәлум вақитлар кетидиғанлиғини ойлашсақ Шәһри Китик 1335- йилидин1342 — йилиғичә болған арилиқта вәйран болған болиши мүмкин дәп қараймиз, шундақ болғанда Җалалидин башчилиғидики көчмәнләр бирқанчә йиллиқ көчмәнлик һайатини баштин көчүрүп тәхминән 1345- йиллири әтрапида Ақсуға йетип кәлгән булиду. Биз әнә шуниңға асаслинип туруп Шәһри Китикниң «Маралвеши» вә «Хотән билән Чәрчән арисида» болиши мүмкинчилиги йоқ дәп қараймиз, чүнки Маралвеши вә Хотән, Чәрчән қатарлиқ җайлар хақанийә територийәси булуп Ислам дини шу дәвирдила омумлашқан еди, буни һечкиши инкар қилмиса керәк. Әлвәттә Чәрчәнниң шәрқи тәрәплирини айрим мулаһизә қилимиз. Биз тарихи материйалларға давамлиқ түрдә мураҗәт қилидиған болсақ мәнпәәтлик учурларға еришәләймиз. Йаң Миңниң «Таң дәвридә төбүтләрниң Чәрчәнгә һөкүмранлиғи һәққидә бирқанчә мәсилә ›› намлиқ мақалисидә йезишичә Мирән харабисидин тепилған 101- номурлуқ пүтүктә кадаг)) дигән җай нами учрайду.

(19) Милади 983-йили йезилған « Һудудул аләм ›› намлиқ парисчә әсәрдә «Кадһакһ Чинистан чегриси ичидә, һөкүмдари Төбүткә қарайду» (20) дийилгән.

Милади 925- йили Хотән падишаһи Виса Сампата тәрипидин Шаҗуға ибәртилгән әлчиләр өмиги тәрипидин Хотән сак йезиғида йезилған «Таңғут йолиға сайаһәт хатириси ›› намлиқ йазма йадикарлиқта «Кадака» (21)дигән нам көрүлиду. Мирза Муһәммәт Һәйдәр Корагани йазған «Тарихи Рәшиди — Оттура Асийа моғуллириниң тарихи››да мунасивәтлик қиммәтлик байанлар бар. Төвәндә униңдин пакитлар көрүп бақайли:

-1 қисим 3-бап «Туғлуқ Төмүрханниң ислам диниға кириши ›› дә Мирза Муһәммәд Һәйдәр Кораган Җалалиддинниң кейинки әвлади Хоҗа Әһмәдтин аңлишичә (Хоҗа Әһмәд әҗдатлиридин аңлиған вә җәмәт тәзкирисидин көргән) Бухарадин сүргүн қилинип моңғулларниң пайтәхтигә елип берилған әҗдатлири «Қарақурумда апәт болғанда, улар Лоп Катак дегән йәргә кәлгән, бу йәр Турпан билән Хотән арисидики бир шәһәр екән… Җамалиддин Шәһри Китиктә туруп қалған икән… (арилиқтики мәлуматлар йуқурида биз көргән ривайәтләр билән асасән охшаш- аптур) Җамалиддин қатарлиқлар көчүп йүрүп  «ахири Бүгүргә кәпту, бу җай Ақсуға йеқин болуп шу вақитта Туғлуқ Төмүрхан Ақсуда екән» (22)дийилгән. Биз бу мәлуматниң келиш мәнбәиниң ишәнчилик екәнлигигә ишинимиз. Чүнки Мирза Һәйдәрни хоҗа Әһмәт җәмәт тәзкириси вә ата — бовилиридин аңлиған материйал билән тәмин әткән, димәк бу материйал шәксизки Мирза Муһәммәт Һәйдәр әсирини йезиштин бурунқи материйаллар асасида йезилған. Шуңа биз йуқарқи материйалларға асаслинип Бүгүрниң Шәһри Китик болиши еһтималдин йирақ дәп қараймиз, һәмдә «Турпан билән Хотән арисида» дегән йәкүнини қобул қилимиз.

«Тарихи Рәшиди›› ниң 1-қисим 26-бабида йәнә «Улар Һәйдәр хоҗини Бәдәхшан билән Қәшқәр арисидики тағларға елип қачти. Әмма Қәмәриддинниң мәхпи тутқучилири уларниң йошурунған җайини байқап қалғанлиқтин амалсиз Хотәнниң тағлириға қачти. Кейинчә йәнә ашкарилинип қелиштин қорқуп бу йәрдин сариғ уйғур, Чәрчән вә Лоп Катак қатарлиқ җайларға қачти.» (23)

«Тарихи Рәшиди ››ниң 1- қисим 32- бап «Увәйисханниң иш-излири ››дә: «У һәр йили Турпан, Тарим, Лоп, Китик қатарлиқ җайларниң әтрапиға берип йава төгә овлайтти — дийилгән« (24).

«Тарихи Рәшиди ››ниң 2 – қисим 42 – бапта : (Тәклимаканда) «Қәдимдә көп шәһәрләр болған булуп, улардин Лоп вә Китик һазирму мәшһур. Лоп вә Китик қатарлиқ бу шәһәрләр аллиқачан қум тегидә қалған болуп кишиләр билмәйдиған болуп кәтти. У йәргә берип йава төгә овлиғучиларниң  ейтишичә бәзидә шәһәрләрниң қәләлири ечилип қалидикән.» (25)

«Тарихи Рәшиди››ниң 2 — қисим 89- бабида «Төбүтниң Шимали вә Шәрқи тәрәплиридә Йаркәнд, Хотән, Чәрчән, Лоп, Китик, сариғ уйғурлардур, башқа җайлар қумлуқтур» (26)дийилгән.

«Йүән сулалиси тарихи ›› 14- җилдта: (1286-йили ) «Лоп, Китик, Чәрчән, Хотәнләрдә рабат қурулди» дейилгән. «тарихи рәшиди›› ни енгилизчиға тәрҗимә қилип нәширгә тәййарлиғучилар әсли китапта Лоп вә Китик намлири «Лоп.Китик» шәклидә йезилип бир райунни көрситиду — дәйду һәмдә Китик наминиң көп һалларда шәһәр нами болуп келидиғанлиғини ейтиду. Бу мәлуматлар бизгә Лоп вә Китиктин ибарәт икки шәһәрниң қошмақ шәһәр икәнлигини һәмдә «Турпан билән Хотән арисида» екәнлиги мәлум болиду, у һалда биз Ислам дининиң тарқилиш даирисигә асаслинип туруп Турпан билән Чәрчән арисида дегән йәкүнгә еришимиз. Биз материйалларда ғәрптин шәрққә «Йаркәнд, Хотән, Чәрчән, Лоп, Китик, сариғ уйғур» дәп тизилғиниға қарап Китик шәһри Лоп шәһриниң шәрқидә болиши мүмкин, дәп қараймиз. Ундақта Лоп шәһри қайәрдә? Лоп шәһриниң орни мәсилисидә қарашлар көпрәк болсиму археологийә бизгә бу мәсилини ениқлашта йардәмдә болиду, қарашларда «Лоп шәһри һазирқи Чақилиқ наһийә базири, Мирән кона шәһри, Лоп көли әтрапи, Вашшәһри кона шәһри» дийилиду. Йеқинқи йилларда елип берилған археологийәлик тәкшүрүшләргә асасланғанда Чақилиқ наһийә базири вә Мирән кона шәһриниң гүлләнгән дәвири 11- әсирдин балдур. Лоп көли әтрапидин оттура әсир излири байқалмиди. Ундақта Вашшәһри кона шәһридин ибарәт еһтималлиқла қалиду, ундақта бу еһтималлиқни испатлайдиған испат барму? Әлвәттә, бар. Венитсийәлик сәййаһ Маркополониң «сайаһәт хатириси ››дә: «Чәрчәндин чиқип, шараити бәкму начар бир чөллүкни бәш күн йол меңип бесип өтүшкә тоғра келиду. Әмма һәммә йәрниң сүйи ичкили болмайдиған дәриҗидә аччиқ боливәрмәйду. Бу йәрдә булардин башқа әһмийәт бәргүдәк һечбир ишму йоқ. Бәшинчи күнлүк йолни бесип өткәндин кейин, чөлликниң четидики Рабат — Лопқа йетип барғили болиду. Лоп (Лоп) рабати шәрқи шимал тәрәптә, Лоп чөллүкиниң кириш еғизиға җайлашқан. У улуғ ханниң земиниға тәвә булуп, аһалиси Ислам диниға етиқат қилиду. Бу қумлуқтин өткәнлики карванлар омумән мушу Лоп рабатида бир мәзгил йетип дәм алиду. Улар бу йәрдә бир аз вақит дәм алғач һардуқини чиқириду һәм бу йәрдә кәлгүси сәпәр үчүн зөрүр болған нәрсә — керәклирини тәййарливалиду. Улар өзлириниң узуқ- түлүги вә маллирини күчлүк ешәк йаки төгә йаллап тошуйду… Бу чоң чөллүктин өтивелиш үчүн сапсақ бир айлиқ озуқ тәййарливелишқа тоғра келиду. Чүнки бу әң қисқа чөллүктин өтүш үчүн еһтийаҗлиқ болған әң төвән өлчәмлик вақит… Бу 30 күнлүк йолда пүтүнләй қумлуқ чөл вә қилчә от-гийаһ үнмәйдиған тағлардин өтүшкә тоғра келиду …» (27).

Биз бу мәлуматтин Лоптин чиқса 30 күнгичә «рабат» йоқлиғини пәһим қилалаймиз һәмдә «Лоп рабати» ниң кичик бир «рабат» әмәслигини биләләймиз. Биз үчүн әһмийәтлик йәнә бир учур шуки Маркополо Лоп шәһридин өткән 1275- йили Лоп аһалиси ислам диниға етиқат қилған, димәк Мәһмут Қәшқири дәвридә ислам дини Чәрчәнгичә тарқалған болса ундин кейин шәриққә Лоп шәһригичә тарқалған. Археологийәлик тәкшүрүштә Вашшәһри кона шәһәр харабисидин хақанийәниң пули қатарлиқ бир қисим йадикарлиқлар тепилған, хақанийә дәвридин кейинки дәвиргә — моңғуллар һөкүмранлиғи дәвригә мәнсуп йазма йадикарлиқларму байқалди, археологлар бу шәһәр харабисини милади 4- әсирдин 14- әсиргичә гүлләнгән дәп қарайду. бу шәһәр харабисиниң көлүми икки квадрат километрдин ашиду. Әмди Маркополо ейтқан Чәрчәндин чиқип бәш күнлүк мусапигә кәлсәк бу Вашшәһри билән Чәрчән арисиға тоғра келишигә ишәнч қилишқа болиду. Әнгилийәлик екиспидитсийәчи Стәйин « Чәрчәндин Чақилиққичә ›› намлиқ әсиридә «Чәрчәндин Вашшәһригичә қумлуқни тоғрисиға кесип өтидиған қум — шеғиллиқ бир йол бар. Бу оттура йол биз әмили тәкшүргән икки йолниң һәр қандиғидин көп қисқа… Қиш күнлири бу йол билән маңса һичқандақ хәтәрлик иш йоқ… Бу йолни бойлап маңған йолучилар адәттики меңишидиму бәш күндә Вашшәһригә йетип баралайду, бәлки бу йолучилар учритидиған «тунҗи татлиқ су бар орун» болиши мүмкин.» (28)

Биз бу мәлуматларға асасән мәйли мусапә йаки гүлләнгән йил дәври җәһәттин болсун Чақилиқ наһийә базириниң 70 нәччә километр ғәрбидики йезиси Вашшәһриниң 7километр ғәрби җәнубидики шәһәр харабиси болуш мүмкинчилигини оттуриға қойимиз. Лоп шәһри миладиниң бешидила гүлләнгән болуп йипәк йолиниң муһим түгүни болуш билән йипәк йоли карванлириға мулазимәт қилип зор төһпиләрни қошқан. Дәсләпки материйалларда 弩支城 (Перекресток прим.Амрақ)дәп йезилған. Таң сулалиси дәвригә кәлгәндә сәрдар Каң Йәндән башчилиғида уйғурлар тәрипидин қайта гүлләндүрүлгәчкә «Йеңи кәнт» дәпму аталған, Лоп дигән бу нам кәң мәнидә пүткүл Чақилиқниң нами болған. Бу шәһәр миладиниң башлиридила мәвҗут еди, төбүтчә йадикарлиқларда «Ноп» дәп йезилған. Раһип Шуән Заң (600-664) «Бүйүк таң дәвридики ғәрипкә сайаһәт хатириси›› дә йазған 纳缚波故国(Набубониң вәтини прим.Амрақ) ни 10- әсирдә йашиған бүйүк уйғур алими Сеңқу Сәли Тутуң «ноп» (29)

Дәп тәрҗимә қилған, Шунзаңниң тәрҗимисигә кәлсәк у әлвәттә һинд тилидики исимни хатирилигинини еһтималға интайин йеқин булуп , « Ноп йаки Лоп « йәрлик аһалиниң тилидики җай намидин ибарәт. Йәрлик аһалә ана туприғини Лоп дәп атиған булуп хәнзучә мәнбәләрдә 纳职 дәп хатирлигән болуп йәрлик аһалә Қумул райуниға көчкәндин кейинму мушу намни қолланған, бәзи тәтқиқатларға асасланғанда «Лапчуқ» әнә шу намниң йалдамиси икән. кроранлиқларниң кейинки әвлатлири дәп қариливатқан бир қисим қәдимий аһалә һазирму өзлирини «Лоптуқ» дәп атиса башқилар уларни «Лоплуқ» дәп атайду. «Лоп» кәң мәнидә Чақилиқ даирисини көрсәтсә тар мәнидә Вашшәһри кона шәһриниң (һеч болмиғандиму хақанийә вә моңғуллар дәвридә) нами болған. Биз Лоп шәһрини Вашшәһри кона шәһри харабиси дәп қарисақ у чағда Китикниң орни қайәрдә? Биз Маркополониң «Сайаһәт хатириси›› гә қарайдиған болсақ Хотәндин таки Лоп шәһригичә болған арилиқта Китик шәһри көрүлмәйду, навада бу шәһәр Чәрчән билән Лоп (Вашшәһри ) арисида болса карванлар нимә үчүн бу шунчә чоң һәм Тәклимакандики «Шәһәрләрниң мәркизи» болған Китиктин өтмәйду? Маркополо нимә үчүн бунчә чоң мәркизи шәһәрни тилға алмайду? Тарихи әсәрләрниң һеч биридә Китик һәққидә мәлумат болмайду? Әҗаба шәрқтики «Лоп» (Вашшәһри)гә тарқалған ислам дини бу арилиққа йәни Шәһри Китиккә тарқалмайду? җаваби шуки Шәһри Китик Чәрчән билән Вашшәһри арисида болиши мүмкин әмәс. Китикни Лоп шәһри болған Вашшәһри харабисиниң шәрқидә дәйдиған болсақ у һалда Китик қайәрә? Сайаһәт хатирилири болсун йаки археологийәлик тәкшүрүшләр болсун таки Шаҗу (Дунхуаң)ғичә оттура әсиргә җүмлидин 13 — 14- әсиргә мәнсуп шәһәр байқалмиди, Лоп көли әтрапидин болса техиму шундақ. Ундақта бу шәһәр қәйәрдә булиши мүмкин? Әлвәттә һазирчә икки еһтималлиқ бар, бири биз йуқурида көрүп өткүнимиздәк Чақилиқ тәвәсидики «Етәк терим» вә Лопнур наһийәси тәвәсидики «Ақтама мәһәллиси» ниң ғәрбидики қумлуқ, булар техиму чоңқурлап тәтқиқ қилишни күтиду ( Әнгилийә тәвәлигидики онғурийилик йәһуди атақлиқ архиолог Аврал Стәйин өзиниң Шәһри Китикни архиологийилик тәкшүргәнлигини «Ғәриби дийар архиологийисидин сүрәтлик хатирә» намлиқ китабида йазған болуп тәпсилатидин биз һазирчә хәвәрсиз, Униң йезишичә Робровискиму Шәһри Китикни тәкшүргән екән). «ундақтиму җуғрапийилик җайлишиши нуқтисидин елип ейтқанда »Етәк терим» болиши еһтимал, чүнки тарих китапларда «Лоп.Китик» шәклидә йезилип қошмақ шәһәр сүпүтидә бир райунниң нами болуп кәлгән, навада у «Ақтама» әтрапида болса мусапә бәкла йирақлап кетиду. Йәнә бир җәһәттин ейтқанда Китик шәһри тәбии апәт түпәйли вәйран болған, аһалиләрниң көчүши буниң дәлили. Ундақта бу қандақ апәт? Шәксизки Шәһри Китиккә баридиған Тарим дәрйасиниң тарами үзүлгән, Суниң үзүлиши тупрақниң қурғақлиши, йепинчә өсүмлүкләрниң қуруши, қум — боранниң көпүйүши ахирқи һисапта тәбиәтниң инсанларни қоғлап чиқириши нәтиҗисидә «Шәһри Китик» вәйран болған, мусулман аһалиләр Җалалиддин Китики башчилиғида Тарим дәрйасиниң йуқури еқиниға қарап көчүп ахири Ақсуға берип олтурақлашқан. Материйалларда тилға елинмиған, мусулман әмәс аһаличу? Уларму худди Мәһмут Қәшқәри уйғур елидики нурғун җай вә мәлуматларни йазмиғиниға охшаш чағатай уйғур әдәбийатидики тарих — тәзкирә китапларда мәлумат берилмәй өлгән — қум астиға көмүлүп кәткән дейилгән. Әмәлийәттә уларниң мусулманлар райониға көчүш имканийити болмиғачқа Турпан, Қумул тәрәпләргә көчүш билән биргә бир қисми Шаҗу (Дхан)ға көчүп берип шу йәрдики бурундин бар болған уйғурлар билән бирлишип һайат кәчүргән һәмдә һазирқи «Сериғ уйғурлар» (Йугу миллити)ниң әҗдатлириниң бир қисмиға айланған. «Сериғ уйғур» дегән нами «Тарихи Рәшиди ›› қатарлиқ китапларда тилға елинған болуп улар һазирму өзлирини «Сарәғ йуғур» , «Шара йуғур» дәп атайду. «Йуғур» болса «Уйғур» наминиң техиму иптидаи шәкли йаки диаликтик пәрқтин ибарәт. «Йугу миллити» билән Китик шәһри аһалилириниң зади мунасивити барму йоқ? Бу һәқтә гәрчә кәскин бир испат материйали болмисиму вастилиқ һалда бу һәқтә һөкүм чиқиришимизға йардәм бериду. Көплигән тарихи мәнбәләрдә Таң сулалиси билән мунасивити йеқин шундақла Таң сулалиси һакимйитини сақлап қелишта зор төһпә қошқан шәрқи уйғурлар тилға елинип әзәлдин Тәңритағ әтраплирида йашап кәлгән ғәрби уйғурлар тилға елинмиған, көп һалларда шәрқи уйғурларниң ғәрпкә көчүши асаси дәсмайә қилинип қәдимдин бери бу зиминда йашиған уйғурларға етибар берилмигән, түбүтчә йадикарлиқларға асасланғандиму Тәңритағ әтраплирида җүмлидин Чақилиқ районида Дургу(Түрк) , Хор(Уйғур) қатарлиқ аһалиләр хели көп санни игәллигән. Мәсилән биз «Сариғ уйғур»ларниң еғиз әдәбийатиға болупму тарихи дастани «Йуғурлар кәлгән сиҗи хаҗидин›› (30)

ға қарайдиған болсақ униңда уларниң бу тарихи ривайитини әҗдатлиридин аңлиғанлиғини, йуғурларниң қәдимдә наһайити йирақтики Шиҗи хаҗида йашайдиғанлиғи, түмән аилә аһалигә егә икәнлиги, йуртини тәбии апәт (қаттиқ боран дийилгән) вәйран қилғанда дүшмәнлириниң һуҗум қилғанлиғи, нурғун чиқимлар тартип амалсиз шәрққә көчүп үч айда тохтиғанлиғи ейтилиду. Уларниң ахири 1368- йиллири әтрапида Суҗуға кәлгән дейилгән, бу вақит Китик шәһри вәйран болған 1340- йиллардин 20 нәччә йилла пәрқлиниду. Әлвәттә, йуғурлар өзлирини «Сариғ уйғур» дәп атиғинидәк Китик, Лоп қатарлиқ шәһәрләрниң аһалисиму мәнбәләрдә «Сариғ уйғур» дәп аталған. Тарихчи Чән Бочуән «Сериғ уйғурларниң етникиси, олтурақлашқан җайлири вә нами һәққидә тәтқиқат›› намлиқ мақалисида «Тарихи Рәшиди››ниң 1898- йили нәшир қилинған енгилизчә Лондун нәшридә: «… Хотән тағлириға қачти, йәнә паш булуп қелиштин қорқуп бу йәрдин Чәрчән (җурҗан ( вә Лоп катак (Лоп катак ( қатарлиқ сериғ уйғурлар райониға қечип барди» (31)

дигән җүмлиләр барлиғи йазиду. Уйғурчә «Тарихи Рәшиди››дә бу җүмлә «Хизир хоҗә ханни мәзкур 12 киши у тағлардин елип қечип , Хотән тағлириға барди. У йәрдин сериқ уйғур Чәрчән , Лоп, Китик тәрәпләргә барди» (32) дийилгән.

Бу җүмлә йәнә Молла Мир Салиһ Кашғәри «Чиңгизнамә›› китабида : «қҚмәриддин хәбәр алип киши буйруди, Хизир Хаҗә ханни Хотән тағиға алип қачтиләр. Кәмриддиндин қорқуп Чурчән, арих уйғур, Лоп вә Китик сари алип қачти« (33) дәп йезилиду.

Башқа тарихи мәнбәләрдиму бу җайда қәдимдин сериғ уйғурлар йашайдиғанлиғини көрситидиған пакитлар бар. Демәк Лоп шәһри мусулман сериғ уйғурларниң, Китик болса азрақ бир қисми мусулман әмма көп қисми мусулман болмиған сериғ уйғурларниң шәһридур. бу шәһәрләр тәбии сәвәпләр түпәйлидин вәйран болған болуп, аһалиләр дини етиқадини асас қилип көчкән, аз бир қисмила йуртида қалған болуп улар өзлирини милләт намида әмәс йашиған җайиниң тарихи намини қоллунуп «Лоптуқ - Лоплуқ» намида атап кәлмәктә. Әлвәттә шу чағдики мусулман сериғ уйғурлар Тарим дәрйасини бойлап Ақсуғичә көчүп барған болса, йипәк йолини бойлап Хотән райониғичә барған. Мусулман болмиған сериғ уйғурлар Турпан — Қумул райунлириға һәтта Духанларғичә көчкән, Духанға көчкәнләрниң әвлатлири һазирму өзлирини «Сериғ уйғур» дәп атайду, улар Китиктин көчүп барғандин кейин шу йәрдики Гәнҗу уйғур елиниң кейинки әвлатлири билән бирлишип «йугу – йуғур — сериғ уйғур»ларниң әҗдадиға айланған. Китик шәһриниң нами китап материйалларда һәрхил хатирләнгән. Чағатай уйғур тилидики тәзкирә китаплирида «Китик , кетик, китәк, кәтәк, катак» дигәндәк хатирләнсә хәлиқ еғиз әдәбийатида көтөк, кетәк, көтәк» дегәндәк тилға елиниду. «Йуән сулалиси тарихи›› қатарлиқ хәнзучә китапларда怯台 дәп йезилған. Хотән сак йезиғидики вәсиқидә «кадака» , Төбүтчә йадикарлиқларда «кКдаг» дәп йезилса, 982 — йили йезилған парисчә «Һудудул аләм›› дә кадһакһ дәп йезилған. «Тарихи Рәшиди››ни енгилизчигә тәрҗимә қилип нәширгә тәййарлиғучилар әсли қолйазмида «катак» дәп йезилғанлиғини әмма башқа бәзи қолйазмиларда «канак» дәпму йезилғанлиғини йазиду. Шәһри Китик тарихта һәқиқәтән мәвҗут шәһәр болуп, униңға мунасивәтлик ривайәтләр Тәклимаканға һәм уйғурлар тарихидики зор вәқә Туғлуқ Төмүрханниң Ислам диниға кириши билән мунасивәтлик болғачқа наһайити кәң даиригә тарқалған, һәтта Тәклимакан йутуп кәткән һәр бир шәһәрниң, Тәклимаканниң ривайитигә айланған. Шуңиму Тәклимакан бойиға җайлашқан һәммә җайдикиләр «Шәһри Китик» ниң өз йуртида икәнлигини ейтиду. Әмәлийәттә чәклик әшу тарих материйалларни тәтқиқ қилип көридиған болсақ бу шәһәр йипәк йоли бойида болмастин йипәк йолидин чәтрәк, әмма Тарим дәрйасиниң айағ еқини болған «еЕәк терим» да (Чақилиқ наһийиси тәвәси булуп наһийә базиридин 100километр йирақтики Тоқум дигән җайдин ғәрпкә ишәклик йерим күнлүк йол), шуңиму көплигән тарих китаплири, сайаһәтнамиләрдә бу шәһәр зикри қилинмиған. Тарим дәрйасиниң оттура — төвән еқимлири тарихтин буйан «сериғ уйғур» ларниң макани булуп уларниң кейинки әвлатлири болған Лоплуқлар худди башқа җайлардики уйғурларға охшаш милләт намини қоллиништин көрә йурт намлири билән билән өзлирини «Лоптуқ» дәп атиған. Улар узун мәзгил бекик һайат кәчүргәчкә тил, өрп-адәт вәбашқа җәһәтләрдин өзгичә бир уйғур топини шәкилләндүргән. Лоп вә Китик, Мәрдәк қатарлиқ сериғ уйғур шәһәрлири вәйран болғандин кейин аһалиләрниң аз бир қисми (көчмән чарвичи, белиқчи аһалә) өз йуртида қелип (булар һазирқи Лоплуқларниң әҗдади) көлләр вә еқинларни изләп тепип һайатини сақлап қалғандин башқа көп санлиқ аһалә дини етиқадини асас қилип Ақсу , Куча, Бүгүр, Пичан, Хотәнләргичә көчкән болса мусулман болмиған аһалә шәрққә – Духан тәрәпкә көчкән, улар һазирму өзлирини сериғ уйғур (сарәғ йуғур , шарә йуғур) дәп атайду. Азатлиқтин кейин уларниң Шинҗаңдики уйғурлардин дини етиқат вә башқа җәһәтләрдин пәрқлинидиғанлиғи көздә тутулуп һәмдә уларни уйғурлардин пәрқләндүрүш үчүн «йугу» дигән нам берилгән. Уларниң хәлиқ еғиз әдәбийатида чөл- байаван, тәбии апәт, қум боран өз изини қалдурған, улар һазирму өзлириниң Шинҗаңдин көчүп барғанлиғини ейтиду.

Изаһатлар: (1)(9)А.Раһман: «йипәк йолидики әпсанә — ривайәтләр›› Шинҗаң хәлқ нәшрйати 1985- йил уйғурчә, 75- бәт

(2)Вей Лаңтав: «Йәкән ханлиғиниң тарихидин омуми байан›› Шинҗаң хәлқ нәшрйати 1999- йил, уйғурчә нәшри, хәритә

(3)Қазақистан пәнләр акадимийиси: «Уйғурлар вә ғәрби йурттики башқа түрки хәлқләрниң қисқичә тарихи›› Шинҗаң хәлиқ нәшрйати, 2000-йил уйғурчә нәшри 365- бәт

(5)(14) «тачибана зуйчуниң ғәрпкә сайаһәт хатириси›› шинҗаң хәлиқ нәшрйати 1999- йил хәнзучә нәшри 174- бәт

(6),(7) Прржевалиский «Лоп көлигә сәпәр›› шинҗаң хәлиқ нәшрйати 1999- тил хәнзучә нәшри 172-бәт

(7)(8)«Пичан тарих материйаллири›› 8- қисим 219 — бәт

(10) «Мәвлана Әршидин тәзкириси›› Ш.У.А.Р қәдимки әсәрләр ишханиси, 1994- йил уйғурчә,11- бәт

(11) «Шинҗаң ислам тарихиға аит материйаллар›› 1- топлам , Ш.У.А.Р иҗтимаи пәнләр акадимийиси дин тәтқиқат орни,1988- йил

(12)(16)«Ақсу қәдимки китаплар тәтқиқати›› 1986- йил 2- сан 93-, 94- бәтләр

(13) Қ.Ғ.Халиди «Таварих хәмисәи шәрқи›› 1- том 110- бәт , Ш.У.А.Р милләтләр тәтқиқат орни бастурған

(15)Молла Муса Сайрами «Тарихи һәмиди›› 1986- йил милләтләр нәшрйати, уйғурчә нәшри 703-, 704- бәт

(17) «Булақ›› 1980- йил 2- сан Шинҗаң хәлқ нәширийати уйғурчә

(18) «Уйғур хәлқ ривайәтлири›› Шинҗаң йашлар осмүрләр нәшрийати 1998- йил уйғурчә нәшри

(19) «Шинҗаң тарих тәтқиқати›› хәнзучә, 1986- йил 2- сан21- бәт

(20) «Һудудул аләм››  Ш.У.А.Р иҗтимаи пәнләр акадимийиси Оттура Асийа тәтқиқат орни1983 — йил хәнзучә нәшри 60- бәт

(21) «Ибраһим Мути илмий мақалилири›› милләтләр нәширйати 1990- йил , уйғурчә 272- бәт

(22)(23)(24) «Тарихи Рәшиди—Оттура Асийа моғуллириниң тарихи›› Шинҗаң хәлқ нәшрийати 1983- йил хәнзучә нәшри, 1- қисим 3 – бап, 26- бап, 32-бап

(25)(26) «Тарихи Рәшиди—Оттура Асийа моғуллириниң тарихи›› 1983- йил Шинҗаң хәлқ нәшрйати хәнзучә нәшри207- бәт, 374-бәт

(27) «Маркополониң сайаһәт хатириси›› Шинҗаң хәлқ нәширйати 1991- йил уйғурчә нәшри 90-, 91- бәтләр

(28)«Шинҗаң мәдәнийәт йадикарлиқлири›› жорнили хәнзучә 1990- йил 4- сан 85- бәт

(29)Ибраһим Мути «Тәклимакан әтрапидики қәдимки шәһәрләр››, «Шинҗаң тәзкириси›› уйғурчә 1996- йил 1- сан 108- бәт

(30) «Йуғур хәлқ еғиз әдәбийатидин талланма›› 1984- йил милләтләр нәшрйати хәнзучә нәшри

(31) «Ғәрби дийар тарихиға аит мақалиләрдин топлам›› (3-қисим) Шинҗаң хәлқ нәшрйати 1990- йил хәнзучә нәшри

(32) «Булақ›› жорнили 2000- йил уйғурчә 5- сан7 — бәт

(33) Молла Мир Салиһ Кашғәри «Чиңгизнамә›› Қәшқәр уйғур нәшрйати 1985- йил уйғурчә нәшри 76- бәт

‹‹ Кроранниң сири ›› намлиқ китабидин парчә техиму тәпсилий көрәй десиңиз ‹‹ Кроранниң сири ›› намлиқ китабини көрүң…