Четверг, 5 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

meshhur tarixchi xandemir

Тимурийлар дәвридики мәшһур тарихчи Хандәмир
22 августа 2011 0 524

Йүсүпҗан Ясин

15-сирдә Тимурниң әвладлири тәрипидин йаритилған иҗтимаий вә мәдәний муһит нәтиҗисидә Сәмәрқәнд билән Һерат пән вә мәдәнийәтниң муһим мәркизигә айлан хан иди. Если вы әсирниң алдинқи йеримида Сәмәрқәндтә тәбиий пән наһайити гүллэнгән, кейинки йеримида болса Һератта иҗтимаий пән вә сәнәт бәкла тәрәққий қилған. Һүсәй Байқара вә униңға баш вәзир болған Әлишир Нәваи дәвридә Һератта 80гә йеқин алим, әдип вә сәнәткар һәр саһәдә наһайити қиммәтлик ә сәрләрни йаратқан. Илмий, әдәбий, пикрий вә сәнәт әсәрлириниң мәйданға килишидә Әлишир Нәваи йитәкчи вә һимайичи рол ойниған. Һүсәй Байқара Әлишир Нәваиниң йардими билән Һератни <<шәрқниң флоринсийиси>>гә айландурған. Кейинки күндә ғәрп алимлири должны быть хил гүллиниш вәзийитини <<тиморийлар рөнесанси>> дәп атиди. Хандәмир дәл мушу мәзгилдә Һератта йитишкән мәшһур тарихчи.

Хандәмирниң толуқ исми Ғийасиддин ибни Һумамуддин Муһәммәд ибни Хоҗа Җәлалуддин Муһәммәд ибни Хоҗа Бурһаниддин Хандәмир дәп атилиду. Ата тәрәптин ширазлиқ сәййидләрниң әвлатлиридин болған Хандәмир ана тәрәптин шу дәврдики дөләт адими вә мәшһур тарихчи Мирхандниң нәвриси иди, йәни аниси Сәмәрқәндни ң һөкүмдари Султан Мәһмуд мирзиниң вәзирлиридин бири болған Мирхандниң қизи иди. Хандәмир 1475-йили Һератта туғулған. У чоң дадиси Мирхандниң йенида вә Әлишир Нәваиниң алаһидә һемайиси астида тәрбийилинип, һүсәйин Байқара билән Әлишир Нәваи дәвриниң йаш әдип вә алимлиридин биригә айлан хан. Чоң дадиси Мирханд тимурийлар тарихи билән дунйа тарихини Әлишир Нәваиниң кутупханисида в униң назарити астида йазғинидәк, яш Хандәмирму мушу кутупханида үгиниш вә тәтқиқат билән шуғул ланған. Кейин у һүсәйин Байқараниң тәхт вариси болған оғли Бәди Әл – Заман мирзиниң қол астида хизмәт қилған. 1502-йyli ybirзa өзbәklәrgә әarshi қәndahrarworsh әtiшni қarrar қilғan. Лекин Хандәмир Қәндаһарға барғичә өзбәкләр Һератни муһасиригә елип болғанлиқи үчүн, херат аһалиси уни шу вақитта шәһәр аманлиқини қоғдашқа мәсул бол ған җийәни Осман билән бирликтә өзбәк хани Шәйбаниханниң қараргаһиға сөһбәткә әвәткән. Өзбәкләр дәвридә Хандәмир йәнила Һератта яшихан. Бу шәһәр 1510-йили сәфавийлар қошуни тәрипидин ишғал қилинғанда, Хандәмир уларға йеқинлишишқа тиришқан. Лекин буниң анчә үними болмиғанлиқи үчүн, у сийасәттин қол үзүп, Һератниң шәрқидики Гарҗистан шәһриниң Пәшт йезисиға қайтип келип, бу йәрдә тәнһа яшиғ ан вә Әлишир Нәваи дәвридә йазған әсәрлирини толуқлаш билән мәшғул болған.

Бәди Әл — Заман мирза сәфавийларниң панаһлиқиға өткәндин кейин, униң оғли Муһәммәд Заман мирза Бабурниң йардими билән Бәлхни өзбәкләрниң қолидин қайтуривелишқа урунғанда, Хорасандики сәфавийлар һакимийитиниң зийанкәшликидин қутулуш арзусида болған Хандәмирму униң сепиға қошулған иди. Хандәмирниң замандиши болған Һератлиқ Зәйниддин Мәһмуд Васифи <<бәдаи әл – вәқаи>> дегән әсиридә Хандәмирниң Һераттин тунҗи қетим айрилишини шу вақиттики Хорасанниң пикир һайатида көрүлгән крезисниң әләмлик бир басқучи сүпитидә характирләндүргән. Мәшһур фәқиһләр(қануншунаслар)дин Шәмсиддин Муһәммәд Куһистани, әмдила 28 йашқа киргән Зәйниддин Мәһмуд Васифи вә башқа бирмунчә алим вә шаирлар тимурийлар дәвридики чүшәнчә вә пикир әркинликини тамамән пикар қилған мутәәссип шиә һакимийитидин бизар болуп, вәтинидин айрилип Маврәүннәһри вә Һиндистанға китишни қарар қилған. Улар бир карван тәшкилләп Һераттин айрилған. Анҗуй дегән йәргә кәлгәндә Хандәмир бир мунчә сәпдашлири билән бирликтә карвандин айрилип, Һиндистандики Муһәммәд Заман Мирзиниң йениға қарап йол алған. Васифи вә Шәмсиддин Муһәммәд Куһистани қатарлиқлар Аму дәрйасини кесип өтүп Бухараға кәткән. Муһәммәд мирзиниң урунушлири һеч бир нәтиҗә бәрмигәндин кейин, Хандәмир йәнә Пәшт йезисиға қайтип кәлгән вә у йәрдин Һератқа берип сәфавийларниң Хурасандики валиси Дурмушханниң һемайисигә иришкән. Сүнни мәжипидики башқа алимларға охшаш Хандәмирму шиә мәжипидики сәфавийларниң дитиға йақмиғанлиқи үчүн, 1527-йили Һераттин айрилип, шу вақитта Һиндистанни ишғал қилиш билән мәшғул боливатқан Бабурниң йениға кәткән. Хандәмирниң Һиндистанға келиши Бабур үчүн наһайити мәмнунийәтлик бир вәқәгә айланған. <<Бабурнамә>> дики мәлуматларға қариғанда, 1528-йили 9-айниң 19- күни Бабур Хандәмирни вә Һүсәйин Байқара дәвриниң мәшһур сәнәткарлиридин тепишмақчи Шәһабиддин билән музикишунас Мирза Ибраһим қанунини Аграда қизғин қарши қалған. <<Бабурнамә>>ниң йәнә бир йеридики мәлуматта 1529-йили 6-айниң 19-күни Бабурниң Хандәмир, Молла Шәһабиддин вә Шәйх Зәйниддин Хвафи қатарлиқларни бир йиғилишқа чақирғанлиқи йезилған. Уларға әвәтилгән мәктупта мундақ бир бейит йезилған:

Шәйх вә Молла Шәһаб вә Ханд Әмир,

Келиң үч — үч, икки – икки, бир — бир.

Шу йили Бабур Бенгалға йүрүш қилғанда Хандәмирму қатнашқан иди. Бабур аләмдин өткәндин кейин Хандәмир Һумайун мирзиниң йенида турған вә униң дәвридики гүллиниш вәзийитини мәдһийиләп <<Қануни Һумайуни>> дегән әсирини йазған. Бу әсәрниң бир нусхиси һазир Лондундики Бритиш музийида сақланмақта. Һумайун 1534 -йили қозғиған гуҗарат йүрүшидә Хандәмирниму өзи билән биргә елип маңған. Хандәмирниң тәрҗимиһалиға аит мәлуматларни бир йәргә топлиған Муһәммәд Қасим Астарабадиниң <<тарихи фириштә>> дегән әсиридики байанларға қариғанда, Хандәмир мушу қетимқи һәрбий йүрүштин қайтип кәлгәндин 1535-йили аләмдин өткән. Униң җәсити Деһлидә Шәйх Низамиддин билән Әмир Хусрав Деһливиниң қәбрисиниң йениға дәпнә қилинған.

Хандәмирниң өсүп йитилишидә униң бовиси Мирхандниң муһим тәсири вә тәрбийиси болғандин сирит, йәнә Һератниң сийасий вә илмий муһитида йуқири нопуз игисигә айланған Әлишир Нәваиниң һемайиси вә йитәклишиму наһайити муһим рол ойниған иди. Һәқиқәтән, Әлишир Нәваиниң кутупханиси униң үчүн бир мәктәп вә пән мәркизигә айланған иди. Бу ноқта Әлишир Нәваиниң әсәрлиридин мәлум болғинидәк, Хандәмирниң өзи тәрипидинму ениқ әскәртилгән иди. Әлишир Нәваи <<Мәҗалисун нәфаис>> ни йазған 1490-1491-йилларда Хандәмир әмдила 15 йашқа киргән болсиму, у әдәбий вә тарих билиминиң үстүнлики билән Нәваиниң диққитини тартип, униң алаһидә тәриплишигә муйәссәр болған иди. Әлшир Нәваи <<Мәҗалисун нәфаис>> дегән әсиридә Хандәмир вә униң бовиси Мирханд һәққидә сөз ечип мундақ дегән: <<У(мирханд- а) нәсрий әсәрләрдә вә тарих пинидә тәңдашсиз кишидур. Пеқирниң илтимаси билән у һазир дунйаниң әң дәстләпки апиридә болған вақтидин таки һазирғичә болған арилиқтики омумий тарихини йезиватиду; йеримиға кәпту. Тәңри халиса түгитишкә мувәппәқ болғуси. У тарихлар ичидә әң пайдилиқ китап болуп чиққуси…. Мәвланә Хандәмир Мирхандниң пәрзәнти(нәвриси- а) болуп, өзи йарамлиқ йигит. Тарих пенидә маһарити бар.>> Әлишир Нәваиниң тәриплигинидәк, Мирханд <<рәвсатүс сәфа фи сирәтил – әнбийа вәлмүлук вәл- хуләфа>> намлиқ йәттә җилдлиқ бир дунйа тарихини йазған. Бу әсәрниң йәттинҗи җилти өзиниң дәврдиши Һүсәйин Байқараниң тарихини байан қилишқа аҗритилған. Мирханд 1498-йили аләмдин өткәндин кейин әсәрниң бу қисми униң нәвриси Хандәмир тәрипидин толуқлинип йезилған. Бу әсәр адәттә <<рәвсатүссәфа >>(сап һавалиқ бағ)дәп атилиду. Бу әсәр 1737-йили Әмир Қурбанбәк ибн Нийазиниң тәшәббуси билән йәркәнлик Мир Фазил молла кичик сақи тәрипидин Уйғур тилиға тәрҗимә қилинған. Нәваи аләмдин өткән йилларда Хандәмир әдип вә тарихчи сүпитидә тунулған мәшһур бир шәхискә айланған иди. Хандәмир <<һәбиб әл – сийәр фи әхбари әфрад әл – бәшәр>> дегән әсириниң муқәддимисидә тилға алғинидәк, йәнә <<хуласәт әл – әхбар фи бәйан әһвал әл -әхйар>>, <<мунтәхаби тарихи вәссаф>>, <<мәқарим әл -әхлақ>>, <<дустур әл – вузәра>>, <<мәасир әл – мулүк>> қатарлиқ китапларни йазған. Бу китапларниң темиси дунйаниң омумий тарихи, һакимийәт ишлири, биографийә вә иҗтимаийәткә аит мәзмунларни өз ичигә алатти. Шундақтиму униң илмий паалийәтлири йәнила тарих саһәсидә бәкрәк ипадиләнгән.

Хандәмирниң һазир бир нусхиси Бритиш музийида сақлиниватқан <<мәасир әл – мулүк>> дегән әсири 108 варақлиқ бир китап болуп, у дөләт идарә қилиш вә сулалә намлириниң тәртиви бойичә тилға елинған улуғ падишаһларниң һикмәтлик сөзлири байан қилинған бир әсәр иди. Риеу буни Хандәмирниң тунҗи әсири дәп қариған.

1499- 1500-йилларда йезилған <<хуласәт әл – әхбар>> болса дунйаниң қисқичә тарихидин ибарәт болуп, Хандәмир буни Әлишир Нәваиға беғишлиған. Муәллип бу китапниң муқәддимисидә Әлишир Нәваиниң өзини <<йаш вә истиқбали парлақ бир алим>> дәп һемайә қилғанлиқини вә уни өзиниң кутупханисида тәтқиқат билән шуғуллунуп, тарихқа аит әсәрләрни йезишқа тәйинлигәнликини тилға алған. Әсәрниң ахирида қошумчә сүпитидә Һерат шәһриниң топографийисигә аит наһайити қиммәтлик мәлуматлар берилгән. А. Беленитсзки Һератниң 14- 15-әсирләрдики топографийисигә аит <<Әлишир Нәвиниң әсәрләр топлими>> дегән әсиридә бу китаптин пайдиланған иди.

Хандәмирниң йәнә кутупханиларда нусхилири учрайдиған <<дустүр әл — вузәра >> дегән китаби <<Бабурнамә>>ниң ахирида <<дустүр әл – әнвар>> дегән исим биләнму тилға елиниду. <<Мәқарим әл – әхлақ>> Әлишир Нәваиниң һайатиға аит болуп, униң Бритиш музийида сақлиниватқан бирдин бир нусхиси русчиға тәрҗимә қилинип, М. А. Салйе тәрипидин 1940-йили Ташкәндтә нәшир қилинған.

Хандәмирни улуғ бир тарихчи сүпитидә илим саһәсигә тонутқан әң муһим әсири <<һәбиб әл – сийәр фи әхбари әфрад әл – бәшәр>> намлиқ омумий тарих китабидур. Һәр бири төт қисимдин үч җилтлиқ қилип йезилған бу әсәр 1855-йили теһранда таш басмида бесилған. 1857 — йили Бомбай Валиси Лорд. Җ. Элп Һинистонниң һемайиси билән аға Муһәммәд Һашим Кашани тәрипидин наһайити әстаидил ишлэннгән бир нусхиси инглизчә бир муқәддимә ​​қошуп нешир қилинған. Әсәрниң үчүнҗи җилти алдинқи икки җилтниң бирләшмисидинму чоңрақ болуп, униңда Чиңгизхандин кейинки түрк вә моңғул тарихини байан қилиш билән биргә Рандики шаһ Исмаилниң паалийити в ә дәстләпки дәврдики сәфавийлар тарихиму сөзләнгән иди. Хандәмир бу әсирини шаһ Исмаил вапат болған йилларға қәдәр болған вәқәлэр билән ахирлаштурған болсиму, Һиндистанға барғандин кейин униңға бәзи мәзмунларни қошқан. Китапниң тиморийларниң ахирқи дәвридин бурунқи дәврлиригә аит қисми чоң дадиси Мирхандниң, Рашиддинниң вә Һапиз Әбруниң тимурийларға аит әсәрлиридин елинған болсиму, тимурийларниң ахир қи дәври вә сәфавийлар тарихиға аит қисми тамамән оргинал һаләттә йезилған иди. Китапниң кириш сөз характеридики биринҗи җилтидиму Хандәмир бизгә мәлум болмиған бәзи әсәрләрдин пайдиланғанлиқи мәлум. Болупму бу әсәрдики тимурийлар вә сәфавииллар дәвридә Оттура Асия в ә Иран тәвәсидә йашиған алим, әдиб, шәйх, вәзир вә сәнәткарлар һәққидә йезилған тәрҗимиһалллар наһ айити әһмийәтлик болуп, шу дәврниң тарихини тәтқиқ қилишта йуқири илмий қиммәткә игә. Шуңлашқиму Хандәмир буниңдин бир қанчә әсир бурунла ғәрплик шәрқшунасларниң нәзиридә этибари үстүн бир тарихчи сүпитидә тонулған вә әсәрлириму ишәнчилик һалда пайдилиди ған әсәрләр қатариға элинған. Хандәмирниң әсәрлири, уларниң бүгүнки күндики мәвҗут нусхилири в ғәрптә улардин пайдилинип йезилған әсәрләр һәққидә Риеу тәрипидин тәйарланғий <<Бритиш музид ики парищә әсәрләр катологиға толуқлима>> дегән намда ишләнгән бир тизимликтә муһим мәлуматлар учрайду.

Мәнбәси :<<Шинҗаң йашлири>>, 2010-йили, 3-сан.