Четверг, 5 декабря, 2024
АммибабТарихУйғурларУйғуршунаслиқ

Exmetjan Qasimi — Elixantöre

Әхмәтҗан Қасими- Әлихантөрә: « җасусму» яки «миллий роһийәт түврүклиримизму?»

Нәбиҗан Турсун  ( тарих пәнлири доктори)

 Кириш  сөз орнида

Уйғурлар  арисида бүгүнки күнләрдиму  өз ичидин «хаъин», « сатқун» вә  « җасус» издәш психикисиға кәмбәғәл әмәс әһваллар  мәвҗут.  Һәтта уйғурлар арисида чәтъәлләрдә муһаҗирәттә 40-50 йил биргә яшапму өз ичидин җасус, сатқин издәп тепишқа, җасус гумандарлирини байқашқа интилиш хаһишлири бар. Җасус, сатқун дегән аталғу бәзидә наһайити асанла еғизға елинидуки һеч пакитсиз, асассиз һалдила өзи билән пикри вә мәйдани охшимиған  вәяки мухалипәт һалида оттуриға чиққанларни «җасус» дәветиштин янмаслиқ әһвалиниң барлиқи көп кишиләр тәрипидин ейтилип келинмәктә. Вәһаләнки җасуслар вә сатқунларни йоқ дейәлмәймиз, әмма җасусни чоқум шу өзигә қарши қоллинилған  дөләт ениқлап туталайду.

Һәтта җасуслуқ, сатқунлуқ  билән әйибләш даъириси вә тарихи  наһайити кеңийип, уйғур хәлқиниң миллий роһи түврүклириниң сундурулушиға йол ечилидиған әһвалларму садир болуватқанлиқи сир әмәс. Тарихимизда һәқиқәтән хаъинлар, җасуслар, сатқунлар йетәрлик, биз уларниң бирқисим мәшһурлирини нәқ пакити билән санап берәләймиз. Һәқиқәтән, уйғур хәлқиниң  манҗулар  вә кейинки һәр хил сиясий рәң астидики Хитай мустәмликичиликиниң  һөкүмранлиқи астидики мәвҗутлуқ вә мустәқиллиқ күрәшлири җәрянида  улар арисидин  сансизлиған қәһриманлар билән параллел һалда көпләп сатқун, хаъин вә җасуслар чиққаниди  һәм һазирму чиқиватқанлиқи инкар қилинмастур!

Қарилаш вә бәтнам чаплаш  рәқибликниң бәлгиси

Лекин, бир милләтниң йүксәк мәнивийәтлири, милләт роһи түврүклиригә көпинчә у милләт билән дүшмәнләшкән күчләр вә яки бир милләт ичидики һакимийәт үчүн икки бир-бири билән һаят-маматлиқ елишиш, уруш қилиш басқучиға киргән күчләр бир-бириниң башламчилириға нәпрәт көзи билән қарап, уларға һәрхил бәтнам вә төһмәтләрни артиду. Көпинчә һалларда мустәмликә қилинған милләт  өз азадлиқини қолға кәлтүрүш җәрянида тиклигән даһийлири, қәһриманлирини улуғлап, уни өз күрәшлиридә роһи озуқ вә миллий символ қилип, күрәшниң кәлгүсигә улинишиға йол ачиду. Мана бу җәрянда униңға қарши дүшмән тәрәп  яки мустәмликичи, басқунчи һакимийәт  күрәш қиливатқан милләтниң роһини сундуруш, ирадисини аҗизлаштуруш, үмидсизләндүрүш, йетим қалдуруш үчүн униң  күрәшчилиригә, миллий символлириға, миллий қәһриманлириға, миллий даһийлириға һәр хил бәтнамларни, гунаһларни һәтта өз хәлқидин айриветидиған баһаларни қоллиниду. Бу бир тактикадин ибарәттур!.  Дуня тарихиниң кәң бәтлиригә әмәс, пәқәт қошна Оттура Асия түркий хәлқлиригила қарайлики, тарихта рус империйәсидин вә кейинки Совет қизил империйәсидин қутулуш күрәшлиригә йетәкчилик қилған вә яки өз хәлқиниң миллий мәнпәәтлирини һимайә қилиш йолида чиң турған нурғун батурлар, сиясий әрбаблар, вәкил характерлик шәхсләр, зиялийлар  Совет дәвридә қарилинип, уларға басмичи, бандит,  қарақчи, пантүркист, хәлқ дүшмини, хаъин, сатқун, җасус  дегәндәк түрлүк бәтнамлар артилғаниди.  Бизниң йеқинқи 100 йиллиқ тарихимиз вә һазирқи реъаллиқимиздиму Совет империйәсидики бу реъаллиқ охшаш йүз бәрди вә йүз бәрмәктә.

Әлихан төрә вә Әхмәтҗан Қасими

Әмма, һазирқи мустәмликичиликтин қутулған  башқа  милләтләр, болупму қериндаш хәлқләр өзлириниң миллий вә дөләт мәнпәъәтлири үчүн күрәш қилған вә шу йолда җан бәргән әҗдадлириға һәйкәл орнитиш, хатирә сарийи селиш, уларни милләт роһийәт қурулмисиниң  тирәп турғучи түврүки сүпитидә тикләп, әвладларни әнә шу миллий роһ билән  тәрбийәләшниң һәр хил амиллирини издәп йүрсә, бизниң аримизда   тарихимиздики  хәлқ сөйгән, дүшмән өч көргән  оғланлиримизни, даһийлиримизни, мәсилән Шәрқий Түркистан хәлқиниң ахирқи тәқдири йолида өзини қурбан қилишқа атап, сатқунларчә яшаштин өлүмни әла билгән қәһриманлиримизға шәк кәлтүрүш һәтта  Әхмәтҗан Қасимидәк оғланларни  җасуслуқ билән қарилашқиму тилимиз вә қәлимимиз ишлиди.  Әлвәттә, пикир қилиш, тарихтин йәкүн чиқириш, ойлиниш, баһа бериш һәрбир кишиниң хусусий әркинлики, бу әркинликтин һәрким бәһримән болуши керәк. Лекин әркин пикир қилиш, яки әркин баһа бериш, әркин тәнқид қилиш пакитсиз, һөҗҗәтсиз төһмәт қилиш, қарилаш әмәстур. Болупму бир милләтниң мәниви түврүклирини йиқитиш хәвпи туғдуридиған, милләт қәлбидә роһи җараһәт пәйда қилидиған пакитсиз, асассиз төһмәт вә қарилаш әркин пикир қилиш яки әркин тәнқид қилиш әмәстур. Бу икки уқум арисида рошән пәрқ бар.

Қолимизда һечқандақ бир нәқ пакитлиқ һөҗҗәт йоқ туруқлуқ  Әхмәтҗан Қасимини «рус җасуси», « Совет җасуси», « сатқун» дәп қарилаватқинимизда   Қирғизистан җумһурийити парламенти  2012-йили Шәрқий Түркистан җумһурийити армийәсиниң баш қомандани, Әхмәтҗан Қасими билән бирликтә һаятидин айрилған  қирғиз пәрзәнти  генерал летинант Исъһақбек  Мунунофни  «қирғиз хәлқиниң биринчи генерали»  дәп атап дөләт бойичә пәхирлинишни, униң намини әбәдийләштүрүп, һәр хил орунларға қоюшни бәлгилигәниди. Һазир Ош шәһири мәркизидики чоң бир кочиға униң нами қоюлуп  вә униң  егиз һәйкили орнитилип, у Қирғизистан вә қирғиз хәлқиниң миллий роһи намайәндиси қилип тикләнъгәниди.  Қирғизлар униңдин җасуслуқ билән гуманлинимән десә наһайити асанла  бу ишни қилалайтти. Чүнки, униң 1930-йиллардин башлапла Совет   Н К В Д  органлири билән һәмкарлашқанлиқи пакит иди. Лекин қирғизлар бундақ «җасуслуқ»  қәдимини ташлимиди.

Өзбекистанда Совет дәвридә нами  йерим әсирдин артуқ вақит хупиянә тутулған Шәрқий Түркистан җумһурийитиниң рәъиси, Шәрқий Түркистан җумһурийитиниң  маршали Әлихан төриниң топа  бесип қалған ташландуқ қәбриси мана әмди мәрмәрдин қайта ясилип, һәр күни онлиған кишиләрниң тавапгаһиға айланди. Әлихан төрә өзбек хәлқиниң биринчи маршали, өзбектин чиққан биринчи мустәқил җумһурийәт президенти, 20 хилдин артуқ илимдә камаләткә йәткән әлламә, Өзбекистанниң бүйүк мутәпәккури дегәндәк түрлүк  гүзәл намлар билән тәриплинип  өзбек хәлқиниң миллий роһи байлиқи сүпитидә тикләнмәктә. Җумһурийитимизниң биринчи рәъиси Әлихантөрәмниң  өзи Совет иттипақи бихәтәрлик оргини болған  Совет ички ишлар хәлқ комиссарияти -дөләт бихәтәрлик  комиссариятиниң ( Н К В Д- Н К Г )башлиқи, җаллатлиқта даң чиқарған маршал Лаврентий Берия   өз оргинидин әвәткән  Совет иттипақиниң Шәрқий Түркистан җумһурийитидә турушлуқ һәрбий-сиясий мәслиһәтчилири, йәни 2- домдики генерал Владимир Степанович Йегнаров, генерал Aлександр  Иванович Лаңфаң, полковник Петр Aндреевич Шибаевлар билән һәр күни сөзлишип вә мәслиһәтлишип турғанлиқи сир  әмәс,  униң үстигә уни аз дәп Әлихан төрәмниң йенида хас мәслиһәтчи сүпитидә  Совет ички ишлар хәлқ комиссарияти -дөләт бихәтәрлик  комиссариятиниң вәкили Ташкәнтлик  Муһсин Aбдуллинму бар иди.  Биз буларға вә Совет иттипақиниң 1944-1949-йиллиридики Шәрқий Түркистан инқилабиға ярдәм бәргәнлики, қол тиққанлиқи вә тунҗуқтурғанлиқиға қарапла Әлихан төрәм яки Әхмәтҗан Қасими вә яки башқиларға халиғанчә «исим» қоймаймиз. Улар «биз силәрниң азадлиқиңларға ярдәм беримиз» дәп мәйданъға чиқип танка-зәмбирәклири, пилимот, аптоматлири вә милтиқлирини сан-санақсиз оқ-дорилири һәтта командир -мәслиһәтчилири билән қошуп әвәткән Сталинға ишәнгән вә үмид бағлиғаниди. Чүнки бу чағда уйғур хәлқигә дуняда һечким вә һечқандақ дөләт мундақ ярдәм бәрмигәниди. Лекин ақивәт бу Сталинниң сиясий оюни билән ахирлишип, уйғур хәлқи, җүмлидин ашу рәһбәрлиримиз шаһмат тахтисидики печкилиқ қисмитигә дуч кәлди. Рәъис җумһуримиз Әлихан төрәмниң тәқдири Совет  Н К В Д   вә кейинки  К Г Б  оргининиң  назарәт көләңгиси астида  бир өмүр өтти. Хәлқимиз тәрипидин һәммила йәрдә « сөйүмлүк рәһбиримиз», « даһиймиз» дәп улуғланъған Әхмәтҗан Қасими болса  35 йешидила  «айропилан һадисиси» нами  билән вәһший көрүнмәс қоллар тәрипидин  шеһитлик шарабини ичти.

Лекин биз бу икки затни чин йүрикимиздин сөйсәкму әмма уларниң адәм балиси, йәни бәндә болуш билән хатақлиқлар, йетәрсизликләрни садир қилишиға көз юммаймиз.   Бу икки зат бир -бири билән чоңқур мунасивәт орнатқан болуп, бир-бирини һөрмәт қилатти. Болупму 1914-йили туғулған, әсли теги Хотәнлик  һесаблинидиған сап уйғур оғли  Әхмәтҗан Қасими аран  31 яшида  өзиниң йүксәк таланти вә қабилийити билән Әлихан төрә, Aбдурәъуп Мәхсум, Қасимҗан Қәмбири, Әнвәр Мусабйеф, Һәбиб Юнучи ( татар), Рәһимҗан Сабир һаҗи, Һакимбәг ғоҗа вә башқа һөкүмәт әзалириниң бирдәк қоллиши билән муъавин баш катип, һәрбий ишлар идариси башлиқи, Әлихан төрә рәъисликидики һәрбий ишлар комитети әзаси вә муъавин рәъиси һәм Шәрқий Түркистан җумһурийити һөкүмәт әзаси қатарлиқ вәзипиләрни атқурди. Болупму Әлихан төрә Әхмәтҗан Қасимини «аримиздики бир гөһәр» дәп қәдирлигәниди.  Әхмәтҗан Қасими 32 йешидин башлап пүтүн инқилабниң рәһбирилик орниға чиқип, 35 яшқичә, йәни һаяттин айрилғичә әң абройлуқ инқилаб рәһбири вә «даһий»сүпитидә тонулди.  31-35 яшлиқ адәм йәнила техи толиму яш, һәтта 60 яшлиқ Әлихан төрәмниң алдида бала һесаблинатти. Әхмәтҗан Қасимиму Әлихан төрини «ата» дәп атайтти. 31-32 яшлиқ « бала» билән 60 яшлиқ Әлихан төрә арисида яш тәҗрибиси, һаят тәҗрибиси, чүшәнчиси бойичә көп пәрқләр болуши тәбиъий. Һазирқи өзи 60 яки 70 яшқа киргән бир киши өзи билән өзиниң 30 нәччә яшлиқ оғли арисидики мунасивәтни ойлап бақса болиду. Демәк, пүтүн Шәрқий Түркистан  миллий азадлиқ инқилабиға ахирғичә 31-35 яшлиқ бир «бала» рәһбәрлик қилди дегән гәп.  Демәк, һәрқанчә әқиллиқ болсиму, бу яштики кишиләр интайин мурәккәп вә өткүр сиясий күрәш һәм бир һакимийәтни идарә қилиш җәрянида хата қәдәм вә хата тәпәккүрләрни садир қилиши тәбий әһвал. 60 яшлиқ Әлихан төрәмму өз йеши, чүшәнчиси, сиясәт билими һәм тәҗрибисигә көрә хатасиз әмәстур.  Лекин улар мустәқиллиқ, азадлиқ вә әркинлик күрәш нишанидин янмиди һәм бу нишандин хаталашмиди. Хәлққә тоғра рәһбәрлик қилип һөрмәткә сазавәр болди.  Бу асаслиқ тәрәптур!

Қандақ болуштин қәтъийнәзәр Шәрқий Түркистан Җумһурийити уйғур хәлқи вә униң иттипақдашлири, қериндашлириниң  мустәқил җумһурийити вә мустәқил дөлитидин ибарәт болуп, Әлихантөрәм, Әхмәтҗан Қасими бизниң  тарихий җумһурийитимизниң алий рәһбәрлири шуниңдәк бүгүнки күндики роһи байлиқимиз вә роһи түврүкимиздин ибарәттур.  1934-1933-йилидики вә 1944-1949-йилидики Шәрқий Түркистан җумһурийәтлиримиз, болупму 1944-йилидики җумһурийитимизниң әң ахири  1949-йилиниң ахирида Хитай  коммунст  армийәси вә мустәмликичи сиясий күчләр һәм дөләтләрниң һәмкарлиқи астида йоқ қилиниши хәлқимизниң уни әслигә кәлтүрүш қануний күришиниң асасидур. Бир дөләтниң алий сиясий вә һәрбий рәһбәрлириниң коллектип һалда сирлиқ қаза билән йоқ қилинишидин  кейин улар рәһбәрлик қилған һакимийәтни йоқитиш, улар башқурған земинларни бесип елип, у һакимийәтни йоқитип, униң орнида өз һакимийитини тикләш, уларниң давасини, вәтининиң давасини қилғанларни рәһимсизләрчә җазалаш вә  бүгүнкидәк натсисларчә лагер-түрмиләргә мәһкум қилип, пүтүн бир милләтни миллий, диний, мәдәний кимликидин пушайман қилдуруп, уни «Җуңхуа миллити», йәни нами астидики Хитай миллити гәвдисигә очуқ-ашкара сиңдүрүш мана бу 1949-йили 8-айдин кейинки дуня тарихида, җүмлидин уйғур хәлқи тарихида йүзбәргән реъаллиқтин ибарәттур.

Шуни әслитиш мумкинки, Шәрқий Түркистан җумһурийитиниң икки хил күрәш басқучиға рәһбәрлик қилған Әлихан төрә билән Әхмәтҗан Қасимидин ибарәт икки рәһбәрни бир-биридин айриветиш мумкин әмәс. Булар 1944-1949-йиллиридики  Шәрқий Түркистан миллий мустәқиллиқ  вә  азадлиқ инқилабиниң хәлқъара мунасивәт арқа көрүнүшлири, җүмлидин Совет иттипақиниң Асия истратегийәсиниң иккинчи дуня урушиниң ахирқи басқучи вә уруштин кейинки мурәккәп өзгириш җәрянлириға мунасивәтлик һалда   инқилабқа рәһбәрлик қилиш вәзиписини атқурди. Худди Әхмәтҗан Қасими ейтқандәк Шәрқий Түркистан миллий азадлиқ инқилаби дуня инқилабиниң бирқисми болғинидәк у  охшашла хәлқъара мунасивәтләрниң бирқисми иди. Шәрқий Түркистан миллий азадлиқ инқилабини елип беришта хәлқъара вәзийәт вә мунасивәтләрни һесабқа алмай мумкин әмәс иди.

Әгәрдә, Асия районида, болупму Хитайда Совет компартийәсиниң  йөлиши вә ярдими астидики компартийә билән Америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң қоллишиға еришкән гоминдаң һакимийити  астидики уруш гоминдаңниң ғәлибиси, компартийәниң мәғлубийити билән ахирлашқан болса Совет иттипақиниң Хитай истратегийәси вә Шәрқий Түркистан истратегийәси 1949-йилидикидин башқичә болар иди. Йәни бу җайда Совет иттипақи иттипақдашлиқидики толуқ мустәқиллиқ әмәлгә ешиши мумкин иди. Тәтүрсигә, компартийәниң ғәлибиси Сталинни  хәлқъара рәқиблик мунасивитидә Америка башлиқ ғәрб қудрәтлик дөләтлири, йәни демократик дөләтләргә тақабил турушта  кичиккинә Шәрқий Түркистанни әмәс, бәлки наһайити чоң вә күчлүк  армийәгә һәм нопусқа игә коммунистик Хитайни  таллашқа, өзиниң Оттура Асия арқа һойлиси йенида уни мустәқиллиққа башлайдиған вә илһам беридиған Уйғуристан яки Шәрқий Түркистан мустәқил җумһурийитиниң вә яки Америка, Әнъглийә қатарлиқ ғәрб қудрәтлик дөләтлириниң қоллиши һәм һимайисигә еришкән башқа бирәр хил рамка астидики мустәқил дөләтниң болмаслиқини таллашқа елип кәлгәниди. Өз вәтининиң әтрапидики тәбиъий вә  сиясий җуғрапийәлик вәзийәткә көрә пәқәт Совет иттипақидин башқа тайиниш йоли йоқ дәп қариған һәм мушундақ тайиништин башқа чиқиш йоли тапалмиған  Шәрқий Түркистан инқилаби рәһбәрлири, мәйли Әлихан төрә вә яки Әхмәтҗан Қасими болсун уларниң һәммиси милләтниң бешиға кәлгән  қараңғу қисмәтни үзүл-кесил  өзгәртишкә қадир болалмиди. Бу, уларниң җинайити әмәс иди әлвәттә! Униң үстигә бу инқилаб бирла Әлихантөрә яки Әхмәтҗан Қасиминиң шәхсий инқилаби яки шәхсий иши әмәс болуп, бу пүтүн хәлқниң, пүтүн уйғур хәлқиниң, Шәрқий Түркистанда яшиғучи вә Хитай шовинистик һакимийитигә қарши күрәштә уйғурлар билән бир сәптә турғучи һәрқайси милләтләрниңму инқилаби иди. Уларға, болупму   Әхмәтҗан Қасимиға әнә шу 13 милләткә йетәкчилик қилип, қудрәтлик бир дөләт һакимийити вә униң өзлиридин нәччә һәссә көп, чиш-тирниқиғичә қоралланъған мунтизим қораллиқ күчлиригә қарши қәһриманлиқ билән  наһайити җапалиқ, мурәккәп, ички-ташқи бесим вә рәқиблик шараъитлири астида күрәш қилип, қутулуш йоли, чиқиш йолини издәш вәзиписи йүкләнъгәниди. Улар қолидин кәлгәнләрни қилалиди, кәлмигәнни қилалмиди.

Әркинлик, һакимийәт вә мустәқиллиқ үчүн қудрәтлик күчләргә тайиниш

Тарихтин тартип аҗиз хәлқләр өз мустәқиллиқи вә азадлиқини қолға кәлтүрүш үчүн бирәр қудрәтлик күчкә тайинип кәлгән.  Aҗиз сиясий күчләр башқа қудрәтлик күчләргә тайинишқа интилгән һәм шундақ қилған. Буниң мисали көп, Ленинниң болшевикләр  партийәси һакимийәтни тартивелиш үчүн Германийәгә, йәни Герман разведкисиға таянъған.  Ички урушта болшевикләргә қарши ақлар Ғәрб  Антанта дөләтлириниң ярдимигә таянъған.  Түркийә җумһурийитини қуруш азадлиқ уруши җәрянида  Aтатүрк  Мустафа Камал  Антанта дөләтлиригә қарши туруш үчүн Совет Русийәси билән иттипақдашлиқ орнитип униң һәрбий-иқтисадий ярдәмлиригә еришкән вә әң ахирида күчийип болғандин кейин Советқа қарши мәйданъға чиққаниди. Һәтта османли падишаһи Күйъоғли,  яш түркләр һәрикити йетәкчиси, қуруқлуқ армийә маршали  Әнвәр Пашаму өз рәқиблири Антанта дөләтлири билән урушуп, Османли империйәсини қутқузуш йолида Ленин Русийәсигә тайиниш үчүн Москваға кәлгән вә Ленинниң ярдимигә еришкән, әмма у Оттура Асияға әвәтилгәндин кейин, Совет тәрәптин алақисини үзүп, Бухара хәлқ җумһурийити қатарлиқ Оттура Aсия җумһурийәтлирини бирликкә кәлтүрүп, Шәрқий Түркистанни өз ичигә алған һалда пүтүн Оттура Асияда һакимийәт қуруш күришигә атлинип, ахири өзлиридин нәччә һәссә көп қизил армийәниң әскирий күчи тәрипидин мәғлуп қилинип шеһит болғаниди.

Моңғулийә хәлқиму охшашла Совет русийәсиниң  көләңгиси астиға кирип, мустәқиллиқ җакарлиди вә ахирғичә Совет иттипақиға тайиниш арқилиқ өз мустәқиллиқини сақлиди һәм дуняда етирап қилдурушқа еришти.

Хитай милләтчиси Сун Җоңшән Манҗу империйәсини ағдуруш күришидә баштин ахири Японийәни база қилип, Японъға таянъған. Японийә болса кейин Хитай милләтчилириниң биринчи рәқибигә айланъғаниди.

Совет иттипақи вә башқа қудрәтлик дөләтләргә тайинип өз һакимийитини қуруш яки мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш күриши елип бериш Хитайда хели узун тарихқа егиду. Һакимийәтни шималий милитаристларға тарттуруп қойған Сун Җоңшән 1923-йилидин башлап Совет русийәсигә тайинип, һәтта Шәрқий Түркистанни база қилип, шималий милитаристларни йоқитип, Хитай һакимийитини қолға кәлтүрүш үчүн Җаң Кәйшини Москваға әвәткән. Сун Җоңшән Москва билән һәмкарлиқ орнатти вә  Сун Җоңшән һәм Җаң Кәйшиләр Совет русийәсидин зор һәрбий ярдәм алди вә мәслиһәтчиләрниң ярдимигә еришти. 1927-йили Җаң Кәйшиниң пүтүн Хитайни қолға кәлтүрүш урушида ғәлибә қилишини Совет русийәсиниң ярдимидин айриветиш мумкин әмәс. Хитай Гоминдаң генераллириниң һәммиси дегүдәк ашу қизил русилар қуруп  һәрбий ишларни өгәткән хуъаңпу һәрбий мәктипини пүттүргәнләр иди. Җаң Кәйши  охшашла 1937-1942-йиллири Японийәгә қарши урушта Совет иттипақидин ғайәт зор һәрбий ярдәм алди.  Вәһаләнки, Хитайлар һечқачан Сун Җоңшән яки Җаң Кәйшини Советқа сетилған хаъинлар демәйду.

Хитай коммунистлири болса 1921-йилидин тартип Совет русийәсиниң башқуруши вә ярдими астида болди. Хитай компартийәсини Ленин Русийәси өзи бирқоллуқ қуруп чиққаниди. Бу партийәниң пүтүн иқтисадини Москва тәминлигән һәтта бәзи қурултайлирини Москвада ачқан шуниңдәк мәхсус адәмләрни әвәтип, компартийәниң һәрбий-сиясий ишлириға йетәкчилик қилди. Илгирики Хитай компартийәси рәһбәрлири вә кейинки Мав қатарлиқлар охшашла Сталинниң қаш-қапиқиға қарап иш елип баратти. Әгәрдә 1946-йили Совет иттипақи  Япондин олҗа алған нәччә миң зәмбирәк, минамйот вә зор сандики һәр хил қорал-ярақларни шуниңдәк өзлири чиқип кетидиғанда Манҗурийәдики Совет қизил армийәсиниң қоллиридики қоралларни Хитай компартийәси қошунлириға  бәрмигән болса һәм изчил ярдәм көрситип қоллимиса Хитай коммунистлири  үч чоң урушта ғәлибә қилалиши мумкин әмәс иди. Омумән, Совет иттипақи қоллимиса, ярдәм бәрмисә вә тиклимисә Хитай коммунистлири аллибурун йоқитилатти.  Һәтта 1949-1960-йилиғичиму Хитай Совет иттипақи билән иттипақдаш болуп униң санаъәт, атом бомбиси техникиси, һәрбий, иқтисад вә башқа һәр җәһәтләрдин ярдимигә еришти.  1949-йили  дуняда пәқәт Совет иттипақила коммунистик Хитайға ярдәм бәргүчи күч иди. Мана бу җәрянларда Сталин Хитай компартийәсигә тәсир көрсәткүчи шәхс болуп, һәммә ишлар униң ирадиси бойичә болуш бәлгилинип болунъғаниди.Сталинниң өлүмидин кейинла мав әркин нәпәс алди вә өзигә ишинишкә башлиди халас.

Демәк, Шәрқий Түркистан хәлқиниң 1944-1949-йиллири Совет иттипақиниң ярдимигә  еришишқа, Совет иттипақиға тайинишқа интилиши вә  бу хил ярдәмләрни қолға кәлтүрүши  инқилабниң еһтияҗи вә тәқәззаси иди.  Бу тайиниш, худди юқирида қәйт қилинъғандәк езилгән вә мәһкум милләтләр яки сиясий һоқуқ үчүн күрәш қилған күчләр башқа күчлүк дөләтләргә, җүмлидин асияда Совет иттипақиға тайиниш йүз бәргәнъгә охшаш иди.

Вәһаләнки, ярдәм бәргүчи вә қоллиғучи  өз мәнпәъәтлири тоғра кәлгәндила қоллайду вә ярдәм бериду. Сталинниң уйғурлардин башқа хәлқләргә, районларға бәргән ярдәмлири вә қоллашлириниң көпинчиси ахирқи һесабта ашу ярдәм алғучиларниң  еһтияҗиниң вә арзусиниң әмәлгә ешишиши билән хуласиләнди.  Бу әмәлийәттә, Совет иттипақиниң дөләт мәнпәъәтлири вә истратегийәлик мәқсәтлиригә уйғун кәлгәниди.

Москваниң  Шәрқий Түркистан инқилабиниң биринчи басқучидики әмәлий ярдими билән иккинчи басқучидики ярдәмлириниң муддиъаси вә усули, һәҗми охшимайтти. Буму униң вәзийәт еһтияҗиға қарап бәлгиләнъгәниди. Униң биринчи басқучта көрсәткән ярдәмлири  вә қоллашлири дәл униң ашу вақиттики дөләт мәнпәъәти вә көзлигән хәлқъаралиқ сиясий истратегийәсигә уйғун кәлгәниди. Иккинчи басқучта болса у өзиниң өзгәргән истратегийәсигә асасән иш тутти халас.

Дөләтләр ара иттипақдашлиқ, достлуқ асасән миллий вә дөләт мәнпәъәтлири үстигә қурулған болиду. Әнә шундақ мәнпәъәтләр еһтияҗидин дөләтләр өзъара бир-бири билән һәр хил дәриҗидики мунасивәтләрни орнитиду. Бәзидә ортақ дүшмән шәкилләнъгәндә өз арисидики ихтилапларни ташлап қоюп, иттипақдашлиқ орнитиду. Гитлер Германийәси вә  Японийә милитаризмиға қарши коммунистик Совет иттипақи билән  демократик Aмерика, Анъглийә қатарлиқ қудрәтлик дөләтләрниң иттипақдашлиқи әнә шуниң җүмлисидиндур. Буларни фашизмға қарши идийә вә күрәш  бирләштүргән болса, фашизм йоқитилғандин кейин улар арисидики иттипақдашлиқ ахирлишип, рәқиблик башланди. Совет иттипақиниң дуняни, җүмлидин Явропа вә Асияни бөлүвелип өз тәсири астиға елишқа урунуши ғәрб дөләтлири тәрипидин йол қоймаслиққа учриди. 1945-йили 9-айдин кейин Америкиниң ядро қораллириға игә болуп дуняви қудрәтлик һәрбий күч  орниға өтүши Совет иттипақини техиму биъарам қилғаниди. Демәк, риқабәт, йәни соғуқ мунасивәтләр уруши һасил болуп күнсайин өткүрләшти. Шәрқий Түркистан җумһурийити вә уйғурлар дияри  болса әмәлийәттә  Сталинниң ашу «төмүр пәрдиси» ниң бир чети һалитидә  болуп,  Совет иттипақи бу җайни өз контроллуқи астида тутушни, бу җайға һәрқандақ бир ғәрб дөлитиниң  киришини тосушни үмид қилди. Қисқиси, Шәрқий Түркистан  Сталинниң әнә шу соғуқ урушиниң мәркизий асиядики бир алдинқи сепи иди.

Әлихан төрәм дуня урушиниң ахирлишиши билән Совет истратегийәсиниң биринчи басқучи тамамлинип болуш билән  вәзиписи ада қилдурулуп Ташкәнткә елип кетилиш хуласиси чиқти. 11 маддилиқ битимму әнә шу Сталинниң Асияда, җүмлидин мустәқил Җәнубий Әзәрбәйҗан җумһурийити билән Иран һөкүмити, Хитай коммунистлири билән гоминдаң, шималий вә Җәнубий Корейә арисида вә башқа шәрқий Явропада  ойниған  битим һәм  бирләшмә һөкүмәт оюниниң бирқисми иди халас. Буниңға Әлихан  төримму, Әхмәтҗан Қасимиму вә Ғени батур, Осман батурларму  қарши туруп, тохтиталмайтти халас. Мәзкур битим бирәр икки адәм өзи берипла өз алдиға имза қоювалидиған нәрсә әмәс. Уруш қилиш яки битим түзүш, битимға имза қоюш яки қоймаслиқ, қандақ битим болуш Әлихан төрә тәрипидин бәлгилинидиған болса, Шәрқий Түркистан  армийәси Манас дәряси бойида тохтап қалмай удул Үрүмчигә кирип кәткән болар иди. Демәк, мундақ имканийәт Әлихан төридә әмәс, у рәһбәрлик қиливатқан Шәрқий Түркистан җумһурийитини қорал-ярағ, оқ-дорилири, қомандан, мәслиһәтчилири арқилиқ һәрбий-сиясий җәһәтләрдин  өз тәсир даъирисидә тутуватқан Сталин тәрипидинла бәлгилинәтти. Әлихан төрә реъаллиққа, сиясий шәрт-шараъитқа, хәлқъара вәзийәткә, 2-домдики  Сталинниң вәкиллири генералларниң еғзиға  қарап ахири  сөһбәт өткүзүшкә вә ахирида имзалинишқа мақул кәлгәниди. Aхирида өзиму һаятини Ташкәнткә өткүзүшкә мәҗбур болди халас. Әгәр у күчлүк вә һәммигә қадир болған болса һаятини Ташкәнттә әмәс, бәлки Ғулҗида өткүзгән болар иди.

Сталинниң битимдики һәл қилғуч ролиға шундақ миссал көрситиш мумкинки, мәхпий Совет архиплиридин ашкарилинишичә, 1945-йили 10-айниң 12-күни сөһбәткә маңған Шәрқий Түркистан җумһурийити вәкиллири Манас дәрясидин өткәндин кейинла Ғулҗидики 2-домда турушлуқ Совет иттипақи али һәрбий-сиясий мәслиһәтчиси генерал  Владимир Йегнаров дәрһал Сталин, Молотов, Берия қатарлиқ сиясий бюро әзалириға  Шәрқий Түркистан  вәкиллириниң Манас дәряси мудапиъә линийәсидин оңушлуқ өтүп, Хитай тәрәптин күтүвелинип Үрүмчигә кәткәнликини мәлум қилди. Демәк,Сталин , Молотов, Берия қатарлиқлар  бу сөһбәтниң һәммә қәдәмлири вә мәзмунлиридин хәвәр тепип турғаниди. Һәтта әң ахирида  1945-йили 12-айниң 27-күни  Җаң Кәйши  Совет иттипақида 12 йил туруп рус аялға өйләнъгән  оғли Җаң Җиңгони мәхсус хәт билән Москваға әвәткән болуп, бу вақитта Aмерика, Совет иттипақи, Әнъглйә қатарлиқ  үч чоң қудрәтлик дөләт ташқи ишлар министирлириниң Москва йиғини ечилип уруштин кейинки дуня тәртипини бекитишниң конкрет қәдәмлири , җүмлидин Хитайниң тәқдири бекитилип келишим һасил қилинъған. Келишим бойичә барлиқ күчләр, мәсилән компартийә вә башқилар Җаң Кәйши мәркәзликидики демократик Хитай һөкүмитигә бирлишип, бирләшмә һөкүмәт тәсис қилиниш бекитилгәниди. Бирақ бу йиғинъға  Җаң Кәйши чақирилмиған, йәни Хитай  дуня қудрәтлик дөләтлири қатаридин орун  алалмиғаниди. Җаң Кәйши оғли Җаң Җиңгони өзиниң Совет иттипақи Манҗурийәдин чиқип кәтсила у  халиған һәммә имтиязларни беридиғанлиқи, Aмериканиң қошунлирини Манҗурийә вә шималий Хитайға киргүзмәйдиғанлиқи, Сталин мақул десә Хитайдин қандақ пайда алимән десә һәммини  капаләткә игә қилидиғанлиқини  һәтта Моңғулийәниң мустәқиллиқиниму етирап қилидиғанлиқини  билдүрди. 1945-йили 12-айниң 30-күни ахшамдики сөһбәттә Җаң Җиңгони  Җаң Кәйшиниң һәммә тәләплирини йәткүзди һәм содилишип Сталинни хошал қилип  болғандин  кейин Урүмчи сөһбитидә Или тәрәпниң Хитай қошунлирини чиқип кетишни тәләп қиливатқанлиқи, уларниң сөһбәттә өз тәләплиридә қаттиқ  туриватқанлиқини мәлум қилип ярдәм беришни тәләп қилди. Әнә шу ахшими Сталин   Җаң Җиңгоға  Или тәрәпниң бу тәләплириниң қалдурилидиғанлиқи, һәммә ишниң өзиниң буйруқи бойичә болидиғанлиқини билдүрүп Җаң Җиңгони  хатирҗәм қилди. Һәқиқәтән, Хитай тәрәп билән талишиватқан Шәрқий Түркистан тәрәп  Ғулҗидин кәлгән буйруқ бойичә 1-айниң 2-күни 11 маддилиқ битимниң асаслиқ һөҗҗитигә имза қойди.  Шуни әскәртиш мүмкинки, бу үч вәкилни Әлихан төрә башлиқ  Шәрқий Түркистан җумһурийити һөкүмәт һәйъити өзи қарар чиқирип әвәткән вә уларға сөһбәт өткүзүш салаһийитини бәргән шуниңдәк Рәһимҗан Сабирһаҗини сөһбәт вәкилләр өмикиниң башлиқи қилип тәйинлигәниди. Улар Әлихан төрә башлиқ һөкүмәтниң қарарисиз һечқандақ қәдәмни ташлимайтти.

Совет архиплиридин айдиң болушичә, һәтта бирләшмә  һөкүмәтниң  Ғулҗа вә Хитай тәрәптин қатнишидиған вәкиллириниң тизимликиниму Лаврентий Берия өзи көрүп чиққан вә бекиткәниди. Мана шу вақитта Шәрқий Түркистан  җумһурийити рәъиси Әлихан төрәм өзи техи рәъис, маршал, Шәрқий Түркистан  армийәсиниң әң али қомандани иди халас. Рәһимҗан Сабирһаҗи башлиқ, Обулхәйир төрә (қазақ), Әхмәтҗан Қасими қатарлиқ икки киши әза болған сөһбәт вәкиллириниң битимгә имза қоюши бирси Ғулҗидин, йәни өзлириниң али рәһбәрлиридин  кәлсә,  Шәрқий Түркистан алий рәһбәрликигә Сталиндин келәтти . 8 айлиқ сөһбәт җәрянида үч вәкил  5 қетим Ғулҗиға берип кәлди вә җәмиъий 30 қетимдин артуқ талаш-тартиш қилди һәм сөһбәт 8 айдин артуқ вақит созулуп, көп қетим бузулди вә һәр қетимда Хитай тәрәп Совет консулханиси арқилиқ Совет тәрәпниң оттуриға чүшүп вәзийәтни оңшишини тәләп қилғаниди.

Лекин, Совет иттипақи битим билән Шәрқий Түркистан инқилабини вә үч вилайәтниң мустәқиллиқини  ахирлаштурмиди. Шәрқий Түркистан җумһурйити йәнила өз мәвҗутлуқини сақлиди.  Униң дөләт байриқи, дөләт аппаратлири  йәнила  мустәқил һалда  давамлашти. Хитай қошунлири Манас дәрясидин өтәлмәй,  бу  линийә  икки һакимийәтниң чегра пасилилиқ ролини ойниди.  Хәлқъара нуқтидин қариғанда болса  Шәрқий Түркистан инқилаби Совет истратегийәсиниң иккинчи басқучи, йәни соғуқ мунасивәтләр урушиниң дәсләпки өткүрлишиштин ибарәт  мурәккәп басқучиға тоғра кәлгәниди. Әхмәтҗан Қасими мана шу әң мурәккәп, әң өткүр, әң җапалиқ, Шәрқий Түркистан хәлқиниң, йәни мустәқиллиқни қолға кәлтүргән үч вилайәт- Шәрқий Түркистан  җумһурийитиниң һаят-маматлиқ басқучида хәлққә рәһбәрлик қилди.

Мәйли Әлихан төрә вә яки Әхмәтҗан Қасими болсун уларниң һәммиси Совет иттипақиға тайиниш, Совет иттипақиниң ярдими арқилиқ мустәқиллиқни, әркинликни қолға кәлтүрүш йоли тутқаниди. Әнә шу еһтияҗдин улар Сталинниң мәслиһәтчилири, вәкиллириниң  тәшәббус-тәклиплирини аңлиди. Совет иттипақи пәқәт әң ахири 1949-йилиниң 7-8-айлиридила өзиниң әсли маһийити вә муддиъасини ашкарилап, Шәрқий Түркистанни шәртсиз, һечқандақ тәләпсиз һалда Хитай коммунистлириниң контроллуқиға, йәни йеңи коммунистик Хитайниң қолиға тапшуридиғанлиқини һәм һечқандақ мустәқиллиқ яки йүксәк бир өзини өзини башқуруш, өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқи дәваси қилинмайдиғанлиқини оттуриға чиқарди.  Әхмәтҗан Қасими мана шу қисмәткә дуч келип, өз хәлқиниң мәнпәъәтлиридин ваз кәчмәслик йолини таллиди.  Демәк, пүтүн  Хитайниң вә пүтүн дуняниң  тәқдиридики зор тәсир көрсәткүчи, ачқучлуқ шәхсниң бири Сталинъға «яқ» дейиш,  бу дөләт көрсәткән йолда маңмаслиқниң ақивити әң паҗиъәлик болатти .

Әхмәтҗан Қасими  Шәрқий Түркистаниң ай юлтузлуқ байриқини ахирғичә қоғдиғуч

Әхмәтҗан Қасими ашу Әлихан  төрә башчилиқидики азадлиқ тәшкилати 1944-йили 12-ноябир күни  Ғени батур қатарлиқ батурларниң вә миңлиған Ғулҗа хәлқиниң қәһриманлиқ билән қолға кәлтүргән ғәлибиси нәтиҗисидә тиклигән, мустәқиллиқниң символи болған Шәрқий Түркистан җумһурийитиниң ай юлтузлуқ йешил дөләт байриқи вә ақ ислам байриқини   ахирғичә Ғулҗа шәһиридә вә пүтүн Или, Тарбағатай вә Aлтай тәвәсидә ләпилдәтти. Бу байрақ пәқәт Әхмәтҗан Қасими йоқ қилинъғандин кейин, йәни 1949-йили 10-айниң ахири Хитай коммунистлири билән Совет коммунистлириниң һәмкарлиқи астида елип ташланди халас. Демәк, Әхмәтҗан Қасими  әнә шу  азадлиққа интилгән уйғур, қазақ вә башқа хәлқләрниң  оғул-қизлириниң   иссиқ қан бәдәллиригә тикләнъгән вә шихо-җиң уруш мәйданлирида җан билән қоғдалған  бу байрақни ахирғичә қоғдиғучи һәқиқий хәлқ рәһбири вә уйғур миллий  даһийси иди.  Әгәр, Әхмәтҗан Қасими қатму-қат дүшмән, қатму-қат бесим, тәһдит астида ахирқи тиниқи қалғучә чүшүрмиди. Мәйдисигә ашу рәъис җумһур Әлихан төрә 1946-йили 1-айда Үрүмчи сөһбитидин кейин Ғулҗиға қайтип кәлгәндә тәқдим қилған алий дәриҗилик Шәрқий Түркистан  мустәқиллиқиниң символи болған биринчи дәриҗилик   муқәддәс ай юлтузлуқ« азадлиқ» орденини тақиған пети шеһит болди.

Шуни әскәртиш мумкинки, Әлихан төрә билән Әхмәтҗан Қасимиға бирини бешиға сәллә орап тон кийип Бухара вә  Мәккидә оқуғанлиқи үчүн һәқиқий «даһий», йәнә  бирини бешиға доппа, учисиға кастум кийип галстук тақап, Ташкәнт вә Москвада оқуғанлиқи үчүн « җасус», «сатқун»ға чиқириш әнә шу Шәрқий Түркистан җумһурийитини йоқитип вә униң дөләт байриқини йиртип ташлап, пүтүн уйғурлар дияри, йәни «Шинҗаңни тинчлиқ билән азад қилдуқ» дегән сәпсәтини 70 йилдин буян қанунлаштурушқа тиришип келиватқан һәм бүгүн шуниңға путликашаң болди дәп қарап нәччә милйон  уйғурни лагерларға, түрмиләргә қамиған коммунистик Хитайниң сиясий оюнчилирини хош қилиштин башқа нәрсә әмәсликни нәзәргә елиш керәк.  Тарихимизда сәллә ориғанлардинму сансиз хаъин, сатқунлар чиққан. Aпъақ хоҗидин башлап, таки Шаптул дамолламғичә кәлсәк буниң санини елиш бәк тәс. Aбдуқадир дамолламдәк бүйүк дини алимлиримизға қәст қилишқа қатнашқанлар, көрәлмигәнләр һәтта уни өлтүргәнләрму бешиға сәллә орап, дамоллам  билән биргә йүридиғанлар иди. Мустәбит, сеһиргәр Хитай Яң Зеңшин нәччә милйон уйғур хәлқигә һәр йезиға нәччилигән мәсчит селип берип, һәммә мәсчитләрни өзлири ишәнъгән имамларға тутқузуп, милләт, вәтән, дин дәп йүрики ечишқан вә азадлиққа интилгән диний затларни, милләтпәрвәрләрни әшуларниң қоли арқилиқ йоқ қилип, пүтүн хәлқни наданлаштуруп 17 йил мидиратмай идарә қилди. Пүтүн җәнубта  бар йоқи 6-7 миң Хитай бар болған болса, әнә шу 6 -7 миң Хитай 3 -4 милйон Уйғурға һөкүмран иди. Бир наһийәдә бир Хитай амбал болуп, нәччә йүз миң уйғурни  мидиратмай идарә қилалиди. Әнә шу 17 йил уйғур хәлқиниң азадлиқ күришини  бәкму арқиға кечиктүривәткәниди.  Әслидә 1933-йили   һәқиқий дин вә милләт  идийәсини биргәвдигә айландурған 20-әсирниң әқиллиқ  уйғур сиясийонлиридин вә диний һәм миллий даһийлиридин  бири Сабит дамоллам башчилиқида тәсис қилинидиған  Шәрқий Түркистан ислам  җумһурийити 1917-1920-йилларда,  йәни биринчи дуня уруши ахирлишиши билән шәкилләнъгән дуняви өзгириш, империйәләр  арқиму-арқидин йиқилип, мустәмликә хәлқлири мустәқиллиқ йолиға меңиватқан дәвридә қурулуши керәк иди.

Яң Зеңшин яратқан  сиясий паҗиъәниң, уйғур паҗиъәсиниң  сәвәби нәдә?  Бүйүк дини, миллий, сиясий вә илмий  рәһбәр  Муһәммәд Имин Буғра әсәрлири, бүйүк  милләтпәрвәр вә вәтәнпәрвәр алим Aбдуқадир дамоллам әсәрлири вә отйүрәк шаъир Aбдухалиқ Уйғурниң шеъирлири мана бу соъалларға яхши җаваб берәләйду тамам! Әгәрдә бу вәзийәтниң сирини  техиму чүшинимән десиңиз сиясий сеһиргәр Хитай Яң Зеңшинниң уйғурларни қандақ идарә қилиш дәстури « төвә-истиғпар һуҗрисидики хәт-чәкләр» ни оқуп чиқсиңизму болиду.  Йәнә бир мисал Шаптул дамоллам 1930-йиллардики Қәшқәрниң һәр күни сәллисини бешидин алмайдиған әң даңлиқ диний затлириниң бири иди. Лекин униң җаллат Шең Шисәйгә оқуған мәдһийәлири миллий қәһриман, дин вә милләт йолини бирләштүргән күрәшчиләрниң ғәзипини қозғиғаниди. Йеңи Шаптул дамоллилар дәвримиздиму аз әмәс.

Әлвәттә, кастум бурулкилиқ, доппа кийгән уйғурлар арисидинму көплигән хаъинлар, сатқунлар вә бәлки җасуслар чиққанлиқи сир әмәс, буларни санаш тоғра кәлсә буларғиму пакитларни көпләп көрситимиз. Лекин, ким болсун, мәйли сәллилик болсун яки доппилиқ болсун  хаъин, сатқун вә җасусни нәқ пакит, һөҗҗәт билән атаймизки, кишиләргә, бигунаһ инсанларға  төһмәт чаплаштин сақлинишимиз керәк. Төһмәт қилиш муқәддәс динимизда әң чоң гунаһ санилидиғанлиқи  шуниңдәк инсаний әхлақ вә қанун-мизан  өлчәмлиридиму еғир җинайәт қарилидиғанлиқи шүбһисиз.

Қериндаш хәлқләрниң өз қәһриманлири вә миллий роһийитини тикләш көзи

Шуни әскәртип өтүш мумкинки, қериндаш оттура Явро-Aсия Түркий хәлқлири- Әзәр, татар, өзбек, қазақ, қирғиз, түркмән,  вә башқиларниң бесип өткән сиясий мусапилири уйғур хәлқи билән асасән дегүдәк охшашлиққа игә. Уларму 1917-йили Рус империйәсиниң мустәмликисидин қутулуш үчүн күрәшкә атланди вә бу мусапидә  Совет русийәсидин ибарәт йеңи коммунистик идеъологийә рамкиси астидики Совет империйәсиниң  мустәмликичиликини бешидин өткүзди вә әң ахирида мустәқиллиқни қолға кәлтүрди.  Уларниң йеқинқи 100 йиллиқ тарихида  җәдитизм, милләтчилик, ортақ түрк һакимийити қуруш  вә коммунизм һәрикәтлири   елип берилди вә ахирида бу хил идийәләрниң һәммиси йоқ қилинди. Болупму алдинқи үч һәрикәт,  йәни җәдиитизм, милләтчилик, ортақ түркчилик һәрикәтлири ахирлаштурулуп, Совет коммунистик һакимийити рамкиси миллий  җумһурийәтләр, йәни аптоном  вә иттипақдаш җумһурийәтчилик йолиға маңдурулди.  Илгирики җәдитләр, милләтчиләр, түркчиләрниң көпи кейин болшевикләргә айлинип, өз миллий җумһурийәтлириниң рәһбәрлири болуп қалди. Мәсилән өзбек җәдидлири, Шораъий Исламийә тәрғибатчилири, милләтчиләр  Яш Бухаралиқлар, Яш Хивәликләр партийәлирини бәрпа қилип, 1920-йили коммунистларниң ярдими билән  Бухара әмирликини вә Хивә ханлиқ түзүмлирини ағдуруп,  Бухара Хәлқ Җумһурийити, Харазим Хәлқ Җумһурийити намлири астидики миллий җумһурийәтләрни бәрпа қилди. Қазақ милләтчилири болса айрим һалда Aлаш Орда гуруһини қуруп, алаш орда һакимийитини қурди. Лекин, буларниң һәммиси илгири-кейин коммунистлишип, 1924-йилидин кейин   Өзбекистан, Түркмәнистан иттипақдаш җумһурийәтлири, Қазақ аптоном җумһурийити, таҗик җәдидлири вә милләтчилири болса коммунистлишип  Таҗикистан аптоном җумһурийитиниң  рәһбәрлиригә айланди. Қазақистан, Қирғизистан 1936-йили вә Таҗикистан  1929-йили иттипақдаш җумһурийәт болуп қурулди. Әнә шу милләтләрниң юқирида нами ейтилған һәр хил идийәдики гуруппилири вә уларниң асаслиқ вәкиллири 1937-1938-йиллири Сталин  һакимийити тәрипидин пүтүнләй йоқитилип тазиланди.  Лекин улар бу җумһурийәтләр мустәқил болғандин кейин   өз миллий җумһурийәтлириниң   вә ақивәттә бүгүнки мустәқил җумһурийәтләрниң бәрпа болушидики асасчилар дәп юқири баһаланди. Йәни улар өз әқидисидин йенип, руслар билән бирләшкәнләр, хаъинлар, сатқунлар дәп қаралмиди.

Бүгүнки мустәқил Өзбекистан һәтта  коммунистларниң ярдимидә Бухара Әмирликини йоқитип  Бухара Хәлқ Җумһурийити қурған, һәтта 1920-йили ашу Бухарани бойсундуруш җәрянида  рус қизил армийәсиниң қанлиқ қирғинчилиқ, вәйран қилиш, булаң-талан қилишиға сәвәб болған, әмма 1938-йили Сталин җаллатлири тәрипидин өлтүрүлгән  Пәйзулла Хоҗайеф ( 1896-1938), Aбдурәъуп  Фитрәт ( 1886-1938), Өзбекистан коммунистлар партийәси комитетиниң биринчи секретари Әкмәл Икрамоф ( 1898-1938) қатарлиқларни охшашла бүгүн өзбек хәлқиниң бүйүк намайәндилири дәп пәхирлиниду. Қазақлар, қазақ милләтчи коммунистлиридин ортақ түрк федератсийәси дөлити қуруш пикридики Турар Рисқулоф ( 1894-1938), Әлихан Букеханоф ( 1866-1937), көп йиллар НКВД хадими болған Қазақистан биринчи секретари Җумабай Шаяхметоф ( 1902-1966),  узун йиллар биринчи секретар болған вә  Совет иттипақи компартийәси мәркизит комитетиниң әзаси Динмуһәммәд Қунайеф ( 1912-1993) қатарлиқларни Совет җасуслири, қолчомақлири яки рус чакарлири демәстин қазақ хәлқиниң миллий җумһурийити, бүгүнки қазақ миллий дөләтчиликиниң асасини вә роһини күчәйткүчиләр дәп пәхирлиниду. Болупму қазақлар охшашла узун йиллар Қазақистан компартийәсиниң биринчи секретари болуп вәзипә өтүгән Динмуһәммәд Қунайеф вә Нурсултан Назарбайефларни  қазақ мустәқиллиқиниң асасини салғучилар орнида пәхирлиниду.  Бүгүнки қазақ хәлқи вә милләтпәрвәрлири үчүн қазақлиқ биринчи орунда туридуки, 1962-1964-йили қазақистан компартийәсиниң биринчи секретари болуп, пүтүн қазақистанни башқурған уйғур Исмаъил Йүсүпофқа қазақ тупрақлирини Озбекистанъға беривәткән, қазақ миллий мәнпәъәтлирини қурбан қилған, Москваниң көрсәтмисидин чиқмиған дегәндәк қилмишлар артилип, ун пәқәт қарилаш йоли тутулидики, Қазақистан компартийәсигә 20 йиллар биринчи секретар болуп, Москваниң көрсәтмисини әң садиқ орундиған Қунайефлар гунаһсиздур. Чүнки, Исмаъил Йүсүпоф қазақ миллий роһийәт қурулмисиға мәнсуп әмәс, әмма Қунайеф қазақ болғанлиқи үчүн у тиклиниши керәк иди. Охшашла Өзбекистанда 1925-йилидин таки 1940-йилларғичә Өзбекистан иттипақдаш җумһурийити һөкүмәт рәъиси, йәни иҗраъийә комитетиниң рәъислик вәзиписини атқурған әсли теги Қәшқәрлик, әмма Наманъганда чоң болған уйғур Йолдаш Aхунбабайеф бүгүнки күндә униң намидики бәзи орунлар бикар қилинъған һәм у өзбек миллий иптихарлири қатаридин орун алалмиғаниди. Лекин  биз һәтта Әлихан төрәм  етник җәһәттин өзбек болсиму, өзини әбәдий өзбек һесаблисиму,  92 яшлиқ һаятида пәқәт 15 йилла уйғур тупрақлирида яшиған болсиму әмма биз уни йәнила уйғур дәп қараймиз, уни миллий роһийитимизниң түврүки қилип тикләймиз, чүнки у тарихимиздики Шәрқий Түркистан Җумһурийитимизгә уйғурлар тәрипидин рәъисликкә сайланъған вә уйғур хәлқи өзи униң рәһбәрликигә бойсунъғаниди. У җумһурийитимизгә  бир йерим йил ғәлибилик рәһбәрлик қилип, хәлқимиздә әбәдий унтулмас роһ вә ишәнч  шәкиллиништә өчмәс төһпә қошти.  Шәрқий Түркистан  армийәсиниң миңлиған уйғур вә башқа милләт җәңчилири Исъһақбек Мунунофни қирғиз дәп айримастин уни өзиниң алий қомандани сүпитидә униң буйруқи бойичә җәңгә атланди вә чәксиз һөрмәт қилди.  Мундақ башқа қериндаш милләттин чиққан дөләт, һәрбий вә мәмурий рәһбәрләргә һөрмәт қилиш, уларниң пидакарлиқи, қабилийитини қәдирләш хәлқимизниң гүзәл әхлақи һәм азадлиққа болған интилишиниң ипадиси иди. Ким азадлиқ вә мустәқиллиқ үчүн күрәш қилса, милләт айрип олтурмай униң билән иттипақлишиш, һәтта уни өзигә башлиқ қилип таллаш хәлқимизниң әйни вақиттики таллиған йоли иди. Хәлқимиздә мундақ гүзәл әхлақ, мундақ ортақ түркий қериндашлиқ, ортақ тәқдирдашлиқ, кәң қучақ ечиш хаһишиму   һазирму күчлүк.

 

Хуласә орнида

 

Өзини қәдирлимигән, өзиниң мәнивийитини қоғдимиған, өзини һөрмәтлимигән, өзини сөймигән милләтни башқиларниң қәдирлиши, сөйүши вә етирап қилиши натайин. Биз өзимизниң нәччә миң йиллиқ шанлиқ тарихимиздин, инсанийәт мәдәнийитигә қошқан шанлиқ мәдәнийәт төһпилиримиздин, тарихта қурған бүйүк дөләтлиримиздин, тарихимизни яритишқа, тикләшкә һәссә қошқан хақан, падишаһ, вәзир, генераллиримиздин, алимлиримиз һәм милләтпәрвәр затлиримиздин, қәһриман оғланлиримиздин, омумән өзини милләткә атиған әҗдадлиримиздин   чәксиз пәхирлиниш роһини тиклийәлигинимиздә андин биз келәчәккә йетәләймиз. Нөвәттә уйғур миллити 21-әсирдә милләт сүпитидә мәвҗут боламду йоқ? Униң шанлиқ тарихи, мәдәнийити вә диний сақлинамду йоқ? Униң 1930-йиллардики вә 1949-1944-йилидики мустәқиллиқ күрәшлири вә мустәқил  дөлити-Шәрқий Түркистан Җумһурийити роһи сақлинамду яки өчүрүп ташлинамду йоқ? Дегәндәк хирисларға дуч кәлди.  Тарихий сәһипилиримизни яратқан қәһриманлиримиз вә даһийлиримизниң йүзигә  өзимиз өз қолимиз билән  қара сия чачсақ,  башқилар, болупму уйғур миллитини йоқ қиливетимән дегүчиләр өз тәрәтлирини чачиду халас!  Миллий иптихарлиримизға, роһи түврүклиримизгә, шанлиқ өтмүшимизгә қара чечиш өзимизни өзимиз харлап, башқиларниң дәпсәндә қилишиға нәғмә-нава қилғанлиқ билән охшаш. Әгәрдә биз униңға игә болалмисақ кәләчикимиз ғува болиду, җисмимиз вә роһимиз әбәдий қуллуқ зәнҗири билән бағлиниши мумкин.

Aхирида  уйғур миллий даһийси, миллий рәһбири мәрһум Әхмәтҗан Қасими җанаплириниң муну сөзлири билән сөзүмни хуласилимәкчимән: « биз дүшмәнни йеңәләймиз, әмма иттипақсизлиқ бизни йеңиду. Биз қачан иттипақсизлиқни йеңәлигәндә биз дүшмәнни толуқ йеңимиз».

Aхирида  йәнә шундақ дәп дуъа қилғум кәлди, әй улуғ Аллаһ миллитимизниң һөрлүки, бәхт-саъадити  вә гүллиниши үчүн өзлирини ата қилған әҗдадлиримизниң роһини җәннәттин қилғайсән!  Улуғ әҗдадлиримиз, улуғ даһилиримиз, улуғ қәһриманлиримиз вә  җумһурийәт байриқини тиклигән  вә қоғдиған есил әҗдадлиримизни бизләргә унтулдурмиғайсән ! Бизләргә өзимиздин пәхрлиниш, ишиниш, өзимизни сөйүш, бир-биримизни муһәббәт вә қериндашлиқ билән қучақлаш роһи ата қилғайсән!