Четверг, 5 декабря, 2024
Уйғурлар

Abdughopur aka Qutluq 85 yashta-USY

Abdughopur aka Qutluq 85 yashta

Әслидә һәр қандақ адәм көп яшиғанлиғи билән әмәс, бәлки қандақ яшиғанлиғи билән баһалинип, қәдирлиниду. «Яхшиниң яхшилиғини ейт, қәдри ашсун», дәйдекән хәлиқ даналиғида. Бүгүнки хошаллиқ күнлиридә мәдәнийитимиз, әдәбиятимиз, тилимизниң жанкөйәри, милләтпәрвәр, илһам беғиниң бағвини Абдуғопур Қутлуқов һәққидә қанчә яхши сөзләрни ейтсақму азлиқ қилиду. Чүнки акимиз адәмләр билән сәмимий муамилидә болуши, кәмтарлиғи, дилкәшлиги арқилиқ алаһидә иззәт-һөрмәт һәм қәдир-қиммәткә егә. Шуңлашқиму биз Абдуғопур ака Қутлуқов билән һәқлиқ йосунда пәхирлинимиз! Абдуғопур ака Қутлуқовни 85 яшлиқ тәвәллуди билән қизғин тәбрикләп, йеңи иҗадий утуқларни тиләп, әмгигиңиз лайиқ баһасини тепип, техиму чоң утуқларға йетип, хәлқимизниң мәдәнийәт тәрәққиятиға қошуватқан мунасип үлүшиңиз техиму салмақлиқ болушиға сәмимий тилигимизни билдүримиз! Язидиғиниңиз көп болуп, әмгигиңиз йемишлик болғай!
Пәрзәнтлириңиз һаятиңизниң мәзмун маһийитини техиму бейитип, бәрикәтлик өйүңиздә мәңгү баһар болсун демәкчимиз. Сизгә мустәһкәм саламәтлик, узақ өмүр, аиләвий хатирҗәмлик тиләймиз!
Аиләңларға һәр дайим бәхит-саадәт, қут-берикәт вә утуқ-амәт яр болғай! Илаһим, атқан һәр бир таң сизгә пәқәт яхшилиқ елип кәлсун!

www.izlirimiz.org
Ваққас Аббас оғли Мамединов
Һәмраҗан Амрақ Заитов
Ғәйрәт Тохти Кәнҗи