Воскресенье, 19 апреля, 2026
Уйғурлар

Sabit damollamning qisqiche tarixi

Сабит дамоллам Абдубақи Камали 1883 — йили, Атушниң Азақ кәнтидә дунйаға кәлгән. Башланғуч диний тәрбийини Азақта Чоң Әләм Ахунум дегән кишидин алған. Кейин Қәшқәр ханлиқ мәдристә оқиған. 1910 — йили Абдуқадир дамоллам һәм Мамут ахун дамолламларниң дәвәт қилиши билән, Бухараға берип йуқири мәлумат алған. 1914 — йили оқушни тамамлап дамолла болуп йуртиға қайтиш сәпиридә, Илиға келип Сүйдүңдә Тсма’ил һаҗи дегән кишиниң қизи Рабийә билән тойлишип өйлүк болған. Бир нәччә йил өткәндин кейин, » рәстә вәқәси » сәвәби билән айали Рабийә билән аҗришип, оғли Абдуллани айалиға қалдуруп, Қәшқәргә қайтип кәлгән һәмдә Қәшқәрханлиқ мәдиристә устази Абдуқадир дамоллам һәм мәсләкдиши Шәмсидин дамоллам билән биллә муддәррислик қилған.
Шәмсидин Түрди дамоллам (1874 — 1934) Сабит дамоллам билән демәтлик киши болуп, Атушниң Төркүл кәнтидә дунйаға кәлгән. Қәшқәр вә Бухарадики йуқири дәриҗилик билим йуритлирида һәм алимларда оқуп, Һиндистан, Әрәбистандики атақлиқ алимлар билән илмий сөһбәтләрдә болған уларниң чоң һөрмитигә еришкән. Шәмсидин дамоллам системилиқ билим алған киши болуш салаһити билән, динний вә пәнний илим саһәсидә чоңқур издән’гән. Болупму тил — әдәбийат, мәнтиқ (логика) , астрономийә, ши’ерийәт, тарих, җуғрапийә, математика қатарлиқ илимләрдә камаләткә йәткән. » Олмоһа тозмучәйин » , » муһимматиз — зәвҗәйин » (айалларға да’ир муһим әхлақ — пәзиләтләр) қатарлиқ китабларни йазған. 1910 — вә 1920 — йиллири Ши’әмсидин дамолламни панаһ тартип, униңға шагирит болуш үчүн Қәшқәргә кәлгән. Мәсилән, Хотәндин Муһаммәт Имин Буғра, Ғулҗидин Тийипзат Таһири, әйни вақитта Қәшқәр ханлиқ мәдрискә келип, Шәмсидин дамолламдин диний вә пәнний илимләрни угән’гән. Тәҗәлли билән алаһидә йеқин мунасивәттә болған һәм муша’ирә йезишип турған. Демәк, Ғулҗидин қайтип кәлгән Сабит дамоллам Қәшқәрдә устази Абдуқадир дамоллам вә мәсләкдиши Шәмсидин дамоллам билән һәмкарлишип, Қәшқәр тәвәсидә мутә’әсси’ипликкә, хурапатлиққа, қулчилиққа, наданлиққа җаһан’гирликкә қарши һәққаний һәркәтләрни тәшкиллигән.
1924 — йили Абдуқадир дамоллам суйиқәситкә учриғандин кейин, суйиқәситчиләрниң нишани Сабит дамолламға мәркәзләшкән. Буни сәзгән Сабит дамоллам 1925 — йили һәҗгә бериш баһаниси билән Илиға йенип чиққан һәм Илидики мәрипәтпәрвәр, оқумушлуқ кишиләрниң йардими билән, 1927 — йили, » ширинкалам » дегән китабини тунҗи қетим Күрәдә таш мәтбә’әдә бастурған. Бу китабта нуқтилиқ һалда Муһәммәт пәйғәмбәрниң тәрҗимиһали вә әхлақ — пәзиләтлири сөзлән’гән. Бу китаб кейин Һиндистанда бесилип тарқитилған.
Сабит дамоллам диний илимләрдә һәм түркчә, әрәпчә, парисчә әдәбийатниң пүткүл турлиридә илим тәһсил қилған болғачқа, мәзкур тилларда бәзидә нәсирий, бәзидә нәзмий билән сөзләш, йезиш камалитигә йәткән. У 1927 — йилидин башлап, Ғулҗа шәһридә Дәң мәсчитидә » қуран кәрим » ни ағзаки тәрҗимә қилип, бу ишни үч йил давамлаштурған. Йәнә бир тәрәптин » ислам қануни » , » алфийәниң шәрһиси » (бу Ибин Малик дегән алимниң алфийәсигә қилған шәрһи вә һашийидур) , » ақа’идә җәвһәрийә, байан әл суннәт » дегән китабларни йазған. 1930 — йили Ғулҗида, Чөчәктики Мурат әпәндидин тәлим елиш баһаниси билән вәзийәтни көзәткили чиққан Хотән Қарақашлиқ Муһәммәт Имин Буғра билән пикирләшкән. У шу йили күздә Қәшқәр вә Атуштин чиққан Шәмсидин дамолла, Йақуп һаҗи қатарлиқ йүздәк киши билән бирликтә он нәччә йашлиқ оғли Абдуллани елип һәҗгә маңған.
1931- йили баһарда, у һәҗ тавабини ада қилип болғандин кейин, илмий зийарәттә болуш үчүн, оғли билән биллә көпчилик билән хошлашқан (бәзи кишиләрниң дийишичә, Сабит дамоллам, һәҗ тавап қилиш җәрйанида татарлардин чиққан мәшһур диний алим Муса Җаруллайев билән көрүшкән. Сабит дамоллам, Муса Җаруллайев, Шәмсидин дамоллам үчәйлән Сабит дамоллиниң » ислам қануни » намлиқ китаби асасида, Сә’уди әрәбистаниниң падишаһиға дөләт қануниға түзитиш киргүзиш тоғрисида тәклип бәргән). Сабит дамоллам Сә’уди әрәбистани, Түркийә қатарлиқ җайларда тәкшүрүш, өгиниш билән болған вә илмий сөһбәтләрни елип барған.
Түркийидә илмий зийарәттә боливатқан чеғида, Мисирда дунйа ислам алимлири сөһбәт йиғини ечилидиғанлиқидин хәвәр тепип, йиғинға үлгүрүп Қаһирәгә барған.
Сабит дамоллам Сә’уди әрәбистанида, Мисирда вә Түркийидә илмий зийарәттә болуп, вәтән’гә қайтиш үчүн йолға чиқип, 1932 — йили Һиндистанға келип Деһлидә бир мәзгил туруп қалған һәм » ақа’идә җәвһәрйәт, байан әл сүннәт » , » алфийәниң шәрһиси » , » ширин калам » намлиқ китаблирини бастурди.
Сабит дамоллам 1932 — йили 12 — айда, Қағилиққа йетип кәлгән, андин удул Хотән’гә барған. 1932 — йили 1 — айниң мәлум бир күни, Қариқаш Ойбағ мәдирисидә, Муһәммәт Имин Буғра 1931 — йили 6 — айда қурған йошурун тәшкилатниң әзалиридин бир йүз оттуз киши йиғин ечип, Сабит дамоллам билән қариқашлиқ Мәмәт Нийаз Әләм ахунумни әзалиққа қобул қилған һәмдә қозғүлаң көтүрүш күнини бәлгиләш, қозғилаңчилар рәһбәрлирини сайлаш ишини музакирилишип бекиткән.
Сабит дамоллам өзиниң чәт әлләрдики игилигән әһваллирини тонуштуруп мундақ хуласә чиқарған: биринчи, бүгүнки дунйа шара’итида қошна вә башқа чәт дөләтләрдин инқилабимизға йардәм күтмәк мумкин әмәс. Мән бу һәққә көплигән мунасивәтлик кишиләр билән пикирләштим, иккинчи, инқилабниң қозғулуш ноқтиси Хотәндә болуши лазим. Шуниң үчүн, мән удул Хотән’гә кәлдим.
Сабит дамоллам рамизан мунасивити билән Хотәнниң һәрқайси җайлирида » қуран » вә һәдисләрдин вәз ейтип, болупму җиһат тоғрисидики тәлиматларни кәң тәшвиқ қилип, қозғилаң үчүн хәлиқ ичидә омомий бир пикир еқими бәрпа қилип, маддий вә мәниви күчләрниң топлинишиға күч чиқарди.
1933 — йили 2 — айниң 24 — күни, Қариқашта қозғилаң партлиған. 1933 — йили 4 — айғичә Хотән тәвәси қозғилаңчиларниң қолиға өткән. Шуниң билән 4 — айниң 5 — күни » Һөкүмәти Исламийәт Хотән » дегән вақитлиқ һөкүмәт қурулған. Сабит дамоллам қозғилаң җәрйанида, Йәкән қозғилаңчилири билән Хотән қозғилаңчилири оттурсидики зиддийәтни муваппәқийәтлик йараштурған.
1933 — йили 7 — айниң 17 — күни, Савут дамоллам билән Муһәммәт Имин Буғраниң иниси Имир Абдулла (Шаһ Мәнсур) икки миң кишилик қошунни башлап Йәкәндин Қәшқәргә қарап йолға чиққан. Сабит дамолламлар Йәкәндики чағда, Қәшқәрдин Төмүр Шиҗаңниң Абдуғопур Шаптул дамоллам башчилиқидики төт вәкили Йәкән’гә йетип кәлгән. Улар қозғилаңчиларниң Қәшқәргә беришиниң һаҗити йоқлиқи тоғрисида Сабит дамолламлар билән кеңиш өткүзгән. Сабит дамоллам башчилиқидики қозғилаңчилар буниңға қәтий қошулмиған.
Абдуғопур Шаптул дамоллам Пәйзават шаптуллуқ киши болуп диний мәлумати йуқири болғачқа, Қәшқәр тәвәсидә тәсири зор болған. Лекин бу киши сепи өзидин мунапиқ болуп, Абдуқадир дамолламға қәсит қилиш суйиқәстигә қатнашқан, Осман Паша билән Төмүр Шиҗаңни зиддийәткә селип, Ма Җәнсаң үчүн кәтмән чапқан. У 1934 — йилидин кейин, йәни Шең Шисәй һөкүмити дәвридә әтиварлинип ишлитилгән һәм Қәшқәрдә қурулған Уйғур уйушмисиниң рә’иси болған. 1935 — йили йазда Үрүмчигә келип, өлкә бойичә ечилған » иккинҗи қетимлиқ авам конфиринийиси » гә қатнашқан. Қайтип барғандин кейин, Шең Шисәйгә болған алаһидә ихласи һәққидә сөзләп йүргән һәм униң » алтә бүйүк сийасити » ни тәшвиқ қилған.
1936 — йили 5 — айда, Шең Шисәй Қәшқәрниң валиси, совет иттипақи болшивеклар партийисиниң әзаси Ваң Бавчән’гә телеграм берип, совет иттипақида екускурсийә вә зийәрәттә болуш үчүн сода — сана’әтчиләр тәкшүрүш өмики тәшкил қилғанлиқини, шуңа Қәшқәр уйғур уйушмисиниң мудири Абдуғопур Шаптул дамолламни Үрүмчигә әвәтип бериш лазимлиқини уқтурған. Шең Шисәйниң Абдуғопур Шаптул дамолламдин пайдиланмақчи болуватқанлиқини билгән Мәһмут шиҗаң униң Үрүмчигә беришиға йол қоймиған. У, 5 — айниң 12 — күни кечидә, адәм әвәтип Абдуғопур Шаптул дамоллини Қәшқәр кона шәһәрниң Өтәң базирида йушурун өлтургүзүвәткән. Шең Шисәй Мәһмут шиҗаңниң бу ишиға ғәзәплинип, Мәһмут шиҗаңдин өч елиш үчүн, Мәһмут шиҗаңниң йеқин адәмлиридин Абдурахман һаҗи билән Әмәтқул һаҗини сақчи идариси арқилиқ қолға елип, Үрүмчигә елип кәткән.
Әнә шу Абдуғопур Шаптул дамоллам Сабит дамолламлар билән Йәкәндә қилған кеңиштин кейин, бәзи кишиләргә, уларниң җумһурийәт қуримиз дегини немиси? Маҗәнсаңларға кучи йетәмдикән? Дегән’гә охшаш сөзләрни қилип, Сабит дамолламниң кәйнидин ғәйвәт қилған. Төмүр шиҗаңниң вәкиллирини күтушкә мәсул болған бир киши бу сөзни аңлап қелип, Имир Абдуллаға ейтип қойған.
Қәшқәрдин кәлгән вәкилләр әтиси қайитмақчи болғанда, Имир Абдулла (Шаһ Мансур) Абдуғопур Шаптул дамолламни елип қелип нәзәрбәнд қилип қойған. Вәкилләр Қәшқәргә қайтип келип Йәкәндики кеңиштә болунған сөзләрни вә Имир Абдулланиң Абдуғопур Шаптул дамолламни нәзәрбәнд қилип қойғанлиқини Төмүр шиҗаңға йәткүзгән. Төмүр шиҗаң буниңға хапа болуп, Абдуғопур Шаптул дамолламни елип келиш үчүн, Қәшқәр өлималиридин йәнә вәкилләрни тәшкилләп Йәкән’гә әвәткән. Имир Абдулла вәкилләргә: Абдуғопур Шаптулни һазир қошуп беримиз, әмма буниңдин кейин у питнә — пасат тарқатмисун! Дәп җикилигән.
Сабит дамоллам билән Имир Абдулла йитәкчиликидики икки миң кишилик қошун Йеңисарға йетип кәлгәндә, Төмүр шиҗаң Қәшқәрдин йеңисарға келип, Сабит дамолламларниң Қәшқәргә бармаслиқини өтүниду. Лекин Сабит дамоллам билән Имир Абдулла өз пикридә’ә чиң туруп, Қәшқәргә қарап йолға чиқип, 7 — айниң 20 — күни Қәшқәргә йетип келиду.
Қәшқәрдики Һамитхан лүйҗаң, Һәмдәмбәг һаҗим Лүйҗаң, Сетивалдиҗан (өзбек, Қәшқәргә қечип кәлгән басмичиларниң башлиқи) , Кичик ахун Тү’әнҗаң қатарлиқлар алтә йүздәк әскәр билән, Осман паша (Лүйҗаң) , Ураз Тү’әнҗаңлар башчилиқикиди қирғизлар төт йүз қушун билән Сабит дамоллини күтүвалғили чиқиду. Он миңлиған шәһәр пуқралири йолниң икки қасниқида туруп, уни қарши елишиду.
Сабит дамоллам, Имир Абдулла башчилиқидики Хотән қошунлири Қәшқәргә кәлгәндин кейин, Осман паша уларни қизғин қарши алған болсиму, лекин Төмүр шиҗаң өзиниң тәсириниң аҗизлап кетиватқанлиқиға чидимай, 1933 — йили 7 — айниң 26 — күни Һамитхан лүйҗаң, Һәмдәмбәг һаҗи, Сетивалдиҗан, Кичик ахунларға буйруқ берип, Савут дамоллам вә Шаһ Мансур турған орунларни қоршивелип, уларниң әскәрлирини пүтүнләй қоралсизландурған һәмдә Сабит дамоллам билән Шаһ Мансурни Йавағдики бир һойлиға нәзәрбәнд қилип қойған. Бу вәқәдин кейин, Төмүр шиҗаңға Маҗәнсаңдин тартип һәммиси қаттиқ бойсунуп, униңға » силиң » лиқ тамғисини тапшурған. Төмүр шиҗаң бу тамғини бир күн шәһәр айландуруп дағдуға қилған. Буниңға ғәзәплән’гән Осман паша 8 — айниң 2 — күни әскәрлирини башлап, өз йурти Қизил Уйға чиқип кәткән. 8 — Айниң 3 — күни, Маҗәнсаң Төмүр шиҗаңни өлтүрүвәткән. Шуниң билән, Қәшқәр Маҗәнсаңниң қолиға өткән. Сабит дамоллам бу чағда йурти Атушқа чиқип кәткән. Төмүр шиҗаң өлтүрүлгәндин кейин, Осман паша қайтидин Қәшқәргә келип, Қәшқәрни илкигә алған һәмдә Төмүр шиҗаңға тәвә қошулларни өзигә қошивалған.
Осман Қәшқәрни қолға алғандин кейин, Сабит дамоллам Атуштин Қәшқәргә келип, Осман билән көрушкән. 8 — Айниң 15 — күни Қәшқәр шәһиридә Хотән һөкүмитиниң Қәшқәр иш башқуруш идарисини қурған. 9 — Айниң 10 — күни бу идарини әмәлдин қалдуруп, униң өрниға » Шәрқий Түркистан Мүстәқиллиқ Җәмийити » ни қурған.
Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң қурулғанлиқи тоғрисида, әйни мәйданда бар болған Сәйпидин Әзизи кейин » өмүр дастани » намлиқ әслимисиниң биринчи қисмида мундақ йазған: » шундақ қилип, һиҗирийә 1352 — йил 7 — айниң 4 — күни, милади 1933 — йил 11 — айниң 12 — күни Қәшқәрдә «Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити» қурулуп, Көнчи мәһәллисиниң алдидики мәйданда байрақ чиқарди. Бу байрақ ай — йултузлуқ көк байрақ иди. Байрақ чиқирип, «җумһурийәт» қурулғанлиқини җакарлаш чоң йиғинида, «һөкүмәт» исимлики, асасий қанун вә «дөләт ше’ири» елан қилинди «.
» Қәшқәр тарих материйаллири » ниң 1 — қисмида Чаң Шейаң мундак йазған: «11 — айниң 12 — күни (һиҗирийә 1352 — йил 7 — айниң 24 — күни) кечидә «шәрқий түркистан мүстәқиллиқи җәмийити» Қәшқәр Конишәһәрдә йиғин чақирип, «Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити» ниң рәсмий қурулғанлиқини җакарлиди. «Тәшкилий программа» қатарлиқ һүҗҗәтләрни мақуллиди.
11 — Айниң 13 — күни чүштин бурун, «Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити» һакимийити Қәшқәр Кона шәһәрниң Түмән дәрйаси бойида, йәни Йавағ көврикиниң йенида, йигирмә миң кишилик йиғин ечип, байрақ чиқириш мурасими өткүзүп, «Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити» һөкүмитиниң әзалириниң исимликини елан қилди. Сабит дамоллам өзи «дөләт ишлири баш вәкили» болди. Ақсуда туриватқан Хоҗинийаз һаҗиға дөләт рә’иси орнини қойуп қойди. Сабит дамоллам узун сөз қилди. Сөздин кейин, шәһәрдә намайиш қилинди.
11 — Айниң 15 — күни, Сабит дамоллам Шветсийә католик диний җәмийитиниң Қәшқәрдә турушлуқ вәкаләтханисиниң Қутлуқ һаҗи баш муһәррирликидики басмиханисида «Шәрқий Түркистан һәптилик гезити» ни (бәзиләр «йеңи һайат гезити» дәйду) чиқарди. Йерим айдин кейин, «мустәқиллиқ» айлиқ җурнили чиқирилди, униңда, «Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити» рәһбәрлириниң исимлики вә муһим һоҗҗәтләр бесилди, кәң көләмдә җама’әт пикри таййарланди «.
Йазғучи Абдуреһим Өткүр » ойғанған земин » намлиқ романиниң 2 — қисмида мундақ йазған: «… Униңда Җумһурийәт рә’иси Хоҗинийаз һаҗим дейилгән кейин, Сабит дамоллам (Атуш) баш вәкилликкә, Җанибек қази (қирғиз) му’авин баш вәкилликкә, Зерип Қара һаҗи (өзбәк) әдлийә министирликигә, Қасимҗан һаҗи (Хотән) харҗи ишлар министирликигә, Абдукеримхан Мәхсум (Қәшқәр) ма’арип министирликигә, Абдуллахан(өзбәк) сәһийә министирликигә, Мәһмут Моһити (Турпан) һәрбий қуманданлиққа, Оразбек (қирғиз) дөләт мудапи’ә министирликигә, Йүсүпҗан қурбеши (өзбәк) баш штаб башлиқлиқиға, Убул Һәсән һаҗи (Атуш) сода — деһқанчилиқ министирликигә, Шәмсидин дамоллам (Атуш) әвқап «вәхпә» ишлири министирликигә, Муһәммидин һаҗи (Қәшқәр) һөкүмәтниң баш катиплиқиға көрситилгәникән «.
1933 — йили Қәшқәрдә қурулған «Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити » Сталин һөкүмити билән Шең Шисәй һөкүмитини қаттиқ сарасимгә салған. Шуниң билән улар Хоҗинийаз һаҗиға вәдә берип, уни индәккә кәлтүрүш арқилиқ бу йеңи қурулған җумһурийәтни йоқитишни планлиған.
1934 — йили 3 — айда, Улуғчатқа тәвә Әркәштамда, Сталин һөкүмитиниң вәкиллири Хоҗинийаз һаҗини Шинҗаң өлкисигә му’авин рә’ис қилидиғанлиқи тоғрисида вәдә берип, буниң үчүн, Хоҗинийазниң Улуғчаттики Ишақбек тү’әнҗаң билән бирлишип вә Шең Шисәй қисимлири билән маслишип, Җәнубий Шинҗаңни тинчландурушни шәрт қилған. Хоҗинийаз һаҗи Сталин һөкүмитиниң тәлипигә көн’гән һәмдә Сабит дамоллам қатарлиқ кишиләрни қолға елип, Шең Шисәйгә тапшуруп беришкә вәдә қилған.
1934 — йили 4 — айда, Хоҗинийаз һаҗи Йәкәндә Зирип қари һаҗи, Шәмсидин дамолла, Аблахан Султанбәг қатарлиқ төт кишини нәзәрбәнд қилған. 4 — Айниң 13 — күни, Мәһмут шиҗаң қол астидики Ғопур тү’әнҗаңни Қағилиққа әвәтип, Сабит дамолламни қолға алған. Хоҗинийаз һаҗи Сабит дамоллам билән Зирип қари һаҗини Ақсуға йалап елип келип, Шең Шисәйниң Ақсудики қисимлириға тапшуруп бәргән.
Сабит дамолламни Шең Шисәйгә тутуп бериш бәдилигә Хоҗинийаз һаҗи Гинҗаң өлкисиниң му’авин рә’иси болған. Лекин, у Мәһмут шиҗаң қоманданлиқидики миллий қисимни Қәшқәрдә қалдурушни шәрт қилған. Шуниң билән, Мәһмут шиҗаң Қәшқәрдә Шең Шисәй һөкүмитигә тәвә болған алтинчи дивизийиниң (кейинчә йәттинчи дивизийигә өзгәртилгән) шиҗаңи болуп, Җәнубий Шинҗаңға тәсир көрситәләйдиған орунға игә болған.
Сабит дамоллам 1934 — йили Шең Шисәйниң Үрүмчидики түрмисигә қамалған. Хоҗинийаз һаҗиму 1937 — йил 10 — айниң 12 — күни » йапун җаһан’гирликиниң қуйруқи » дегән төһмәт билән Шең Шисәй тәрипидин қолға елинип зинданға ташланған. Хоҗинийаз һаҗи 1938 — йили Сталин һөкүмити тәрпидин тәрбийилинип Үрүмчигә — Шең Шисәйгә йардәмгә әвәтилгән Һашим һаҗи дегән киши тәрипидин сиртмақта боғуп өлтүрүлгән. Хоҗинийаз һаҗи өлтүрүлгәндин кейин, кишиләр Сабит дамолламниму өлтүрүлүп болди дәп қарашқан. Лекин, Сабит дамоллам 1940 — йилиға кәлгичә һайат сақланған. 1940 — йили Үрүмчи иккинчи түрминиң башлиқи Лу Бинди исимлик хуйзу Сабит дамоллам билән тонушуп қалған.
Лу бинди Сабит дамолламниң тәлипигә бина’ән униңға » Қуран кәрим » билән қәғәз — қәләм әкирип бәргән һәм Сабит дамолламниң йашаш муһитини йахшилап бәргән. Шу күндин башлап, Сабит дамоллам » Қуран кәрим » ни уйғур тилиға тәрҗимә — тәфсир қилишқа киришкән. Он айға йәтмигән вақитта, у тәрҗимә — тәфсирини толуқ тамамлиған.
Сабит дамолла » Қуран кәрим » ниң тәрҗимә — тәфсирни тамамлап узун өтмәй, йәни 1941 — йили әллик сәккиз йешида у аләмгә сәпәр қилған.

Мәнбә: «Мәмтили әпәнди » намлиқ китабтин
Амрақ архиви

Добавить комментарий

Ваш адрес email не будет опубликован. Обязательные поля помечены *