Uyghurlarning Medeniyette Chékinishidiki Tarixi Sewepler

  1. ийун 2015 й.

Автори: Ғалип Барат Әрк

Уйғурлар қәдимки дәврдә тәрәққи қилған шәрқ хәлқлиридин бири иди, әмма йеқинқи 3- 4 әсирдә тәрәққияти әң қалақ һаләткә чүшүп қалди, бу зади нимә үчүн?

1 . Тәрәққиятниң алдинқи шәрти тинчлиқ болмиған

Тарих бәтлирини варақлайдиған болсақ биләләймизки 1600-йилидин 1900- йилиғичә болған 300 йил уйғур җәмийити пүтүнләй уруш оти ичидә қалған һәммә йәрни қан һиди пурап туридиған җәмийәткә айланған. Сәидийә ханданлиқиниң адиллиқи билән даң чиқарған султани Абдукеримханниң қәсткә учриши билән ханданлиқ хараблишишқа йүзләнди. Ханлиқ даириси ханзадиләрниң үстүнлүк, байлиқ, ханлиқ, терреторийә (земин) талишидиған уруш сәһнисигә айланди, бир мәзгил гүлләнгән бу дөләт һалакәткә йүзләнди. Султан Сәидхандин башланған сопиларға мурит булуш әвҗигә чиқип пүткүл хәлқ бирқанчә топқа бөлүнди, әслидин ханиқаларда истиқамәт қиливатқан сопилар һоқуқ талишиш күрәшлиригә актип иштирак қилди һәмдә қәстләп өлтүрүш, муритлириға рәһбәрлик қилип һакимийәт талишиш күрәшлиридә аз болмиған қирғинчилиқларниң бивастә сәвәпкариға айланди. Ахирқи һесабта сопиларниң бөлгүнчилик вә һийлә микирлири, сәидийә әвладлириниң иқтидарсизлиқи түпәйли 1680- йили һакимийәт уйғурлардин җоңғарларниң қолиға өтти, сопилар җоңғарларниң садиқ ғалчилириға айлинип өзлириниң қорчақ һакимийитини тикләшкә муйәссәр болди. Сопиларниң җоңғарлар ярдимидә тикләнгән бу қорчақ һакимийити әмәлийәттә хәлқни екиспилататсийә қилип байлиқ топлап уни хоҗайинлириға совға қилип хәлқни техиму дәһшәтлик вәйранчилиққа гириптар қилди. Сопиларниң дәһшәтлик зулуми астида уйғур хәлқи җоңғарлар үчүн селиқ төләп, қул дедәк тутуп бәрди. Пүткүл уйғур дияри сопиларниң”ақ тағлиқ“ вә ”қара тағлиқ“ тин ибарәт икки мәжәпниң һакимийәт, мурит, байлиқ талишидиған, өз- ара қирғинчилиқ қилишидиған һалакәт мәйданиға айланди.

Бу икки мәжәп қирғинчилиқ қилишқандин сирт өзлириниң сопистик идийиси бойичә мәдәнийәтни қаттиқ тәқиб қилип мәдәнийәтни хәлқ турмушидин вә уйғур җәмийитидин юқатмақ болди, җүмлидин мәдәнийәт әрбаплириниму қирғин қилип юқатти. Һакимийәт җоңғарлар вә уларниң һамийлиқидики сопиларниң қолидин манҗу – чиң империйисигә өткәндин кейин, чиң сулалисиниң черик һөкүмранлири бир түркүм йәрлик феодаллар билән еғиз- бурун ялишип, хәлққә еғир зулумларни салди. Нәтиҗидә пуқралар еғир зулумға қарши көп қетим қозғилаң қилған болсиму интайин дәһшәтлик бастурулди, Үчтурпан җигдә йеғилиқи ( пүтүн хәлқ қирғин қилип йоқутулған дегән мәлуматлар бар ) вә һәр қетимлиқ қозғилаңниң мәғлубийитидин кейин хәлқниң юрт маканини ташлап башқа юртларға көчүши, Шимали Уйғуристанда қирғин қилип адәм қалмиғанда ( Хитай тарих китаплирида Шималий Уйғуристан вә Йәттә су райониниң қәдимдин уйғурлар яшап кәлгән тупрақ икәнлики шунчә көп йәрдә тилға елинғандин башқа, Мәһмуд Қашиғәри ‹‹ Түрки тиллар дивани ›› да бу йәрниң уйғурларниң вәтини икәнлики , уларниң интайин гүлләнгән шәһәрлириниң болғанлиғини баян қилған) җәнубтин аһалә көчүрүши шуниң мисалидур.

Хәлқниң қозғилаңлири һә дегәндила мәғлуп булуп турди, сәвәби уларниң рәһбәрлик қатлими шәкилләнмигән, тарих Данко яки Ата Түрк Мустапа Камал кәби рәһбәрни вуҗутқа кәлтүрмигәниди, азадлиқ һәрикәтлириниң нишани пәқәт зулумни йоқитиш болғини үчүн инқилабтин хоҗиларму пайдилинип өз һакимийитини тикләшкә тиришти, хоҗиларниң топилаңлириму хәлқниң талапәт тартишиға сәвәбчи булуп зиянларниму кәлтүрди.
19- Әсирниң кейинки йеримиға кәлгәндә хәлқ бир қетим кәң көләмлик азадлиқ үчүн қозғилаң көтүрүп Хотән, Қәшқәр, Кучар вә Ғулҗиларда һакимийитини тиклиди, лекин уларға йетәкчилик қилғудәк башчилар болмиғанлиқтин Хотәндә Һәбибуллаһаҗи, Кучада Рашадинхан кәби сопи- заһит һакимийәт ишлиридин хәвәрсизләр рәһбәрлик қилип бөлүнмә һаләттә ханлиқ қилишти. Уларда вәтән, хәлқ, милләт еңи болмиғанлиқтин бирлишип һакимийәт қуруп хәлқчил сиясәт йүргүзүшкә қадир болалмай ақивәт хәлқниң ғалибийәт мевисини Қоқанлиқ рәңваз Яқупбәгниң һийлә- микри алдида тартқузуп қойди.

Или султанлиқи, Үрүмчи- Санҗи хуйзу һакимийити, Кучар Рашидинхан хоҗа һакимийити, Хотән Һәбибулла хоҗа һакимийити вә Қәшқәр Бузрук хоҗа (әмәлийәттә Бәдөләт һакимийити булуп ақ тағлиқ хоҗиларниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн Җаһангир хоҗиниң оғли Бузрук хоҗидин пайдиланған) ниң өз-ара истила урушлири йүз бәрди вә Яқупбәгниң Җәнуби Шинҗаң һәм Турпан, Үрүмчиләрни игиләп аталмиш ”Бәдөләт йәттә шәһәр һакимийити“ ни қурди. 1878- йили чиң сулалиси һәммини йеңип өзиниң ниспи һалдики тинчлиқ һакимийитини йүргүзгичә йәнила уруш давам қилип кәлди. Тарих бәтлирини варақлап бақсақ, җүмлидин әйни вақитта урушқа бивастә қатнашқан, уруш вәйранчилиқини өз көзи билән көргән тарихчи алимимиз Молла Муса Сайрамининиң “Тарихи һәмиди” ,” Тарихи әминийә” китаблирини көридиған болсақ бу һәқтә йетәрлик чүшәнчигә игә болалаймиз.
Мисал:
“Атилиқ ғази йигитлири, сәрвазлири адәм өлтүрүштин чарчиди, қоллири қапарди. Атилиқ ғази қошуниға әгишип кәлгән қассапларни вә Хотәндики яқа юрттин кәлгән мусапир қассапларни чақирип келип адәм өлтүрүшкә буйриди. Қассаплар хәндәк левидә туруп адәмләрни боғузлап хәндәккә иттиривәрди…. Шу қетим төт түмән адәм һалак болған болса керәк.”

Қәдирлик китабханлиримизға бу хил қирғинчилиқтин техиму көп пакитларни көрситип берәләймиз. Чүнки бизниң тарихимиз бу хил қирғинчилиқлар билән толуп кәткән. Қан һиди, адәм устиханлири Тарим вадисиниң һәммә йерини қаплиған иди. ” Уюшқақ, йәңгүчи, әқиллиқ“ мәналириға игә хасийәтлик нами бар уйғур хәлқиму бир учум мәжәпчи, байлиқхумар, һуқуқпәрәст, урушпәрстләр тәрипидин уруш қайнимиға мәҗбури сөрәп кирилди. Хәлқ өз һаятиғиму кепиллик қилалмайдиған, әтисигиму ишәнч қилалмайдиған болуп қалди. Әшу бир учум рәзил шәхсләр өзиниң шәхси мәнпәәти, парағәтлик турмуши үчүн милләтни, хәлқни, вәтәнни, кәлгүсини, әвладларни пүчәк пулға (әрзимәс шәхси мәнпәәтигә) сетивәтти, уйғур дияри һалакәткә йүзләнди.

1678 – йилидин 1685- йилиғичә җоңғарларниң уйғурларни истила қилиш урушлири болди, ақ тағлиқларниң даһийси Аппақ хоҗа Далай ламаға баш уруп мәдәт тилиши билән пурсәт күтүватқан җоңғарлар сәидийә уйғур дөлитигә һуҗум қилди. Аппақ хоҗиниң ақ тағлиқ муритлири ичидин маслашти, шуниң билән җоңғарлар ғәлибә қилип уйғурларни өз һөкүмранлиқиға алди.
1755 – йили Чиң сулалиси Шимали Шинҗаңни истила қилди.
1759 -йили Чиң сулалиси чоң – кичик хоҗиларниң топилиңини тинчитип Шинҗаңни өз һөкүмранлиқиға алди. Қара тағлиқ вәтәнпәрвәрләр ақ тағлиқ дүшмәнлирини йоқутуш үчүн Чиң сулалисиниң ғәлибә қилишида ички җәһәттин маслишип зор төһпиләрни қошти.
1765- йили Үчтурпан уйғурлири қозғилаң көтүрди, бу мәшһур җигдә йеғилиқи булуп Чиң сулалиси ғәлибә қилғандин кейин барлиқ аһалини қирғин қилип түгәтти.
1803- йили Йүсүп хоҗидин пайдилинип Қоқәнликләр паракәндичилик салди.
1820-йилидин 1828-йилиғичә Җаһангир хоҗиниң көп қетимлиқ топилиңи болди.
1845-йили Қәшқәрдә уйғур вә қирғиз деһқанлар қозғилаң көтүргән.
1847-йили йәттә хоҗа топилиңи болди.
1852-йили Вәлихан төрә төт қетим бесип кирип нурғун қирғинчилиқ қилған вә җаллатлиқ қилип нәччә калла мунари ясиған.
1854-йили Қәшқәрдә деһқанлар қозғилаң көтүргән.
1857-йили Атуш мис кан ишчилири, Мәмтили башчилиқида Кучар деһқанлири, Хотәнниң бир қисим йезилиридики деһқанлар қозғилаң қилған, Вәлихан төриму топилаң көтүргән.
1858- йили Қәшқәрдә бир қисим деһқанлар қозғилаң көтүргән.
1860 -йили Йәкәндә, 1862-йили Хотән, Кучар, Байларда қозғилаң болған.
1864-йили Куча деһқанлири қозғилаң көтүрүп ғәлибә қилған һәмдә Рашидинхан һакимийити тикләнгән.
1864-йили Хотән деһқанлири қозғилаң қилип ғәлибә қилған һәмдә Һәбибулла һаҗи һакимийити тикләнгән.
1864- йили Или хәлқи қозғилаң көтүрүп ғәлибә қилған һәмдә Или султанлиқини қурған.
1864- йили Сидиқ бәг Қәшқәрни ишғал қилған.
1865 -йили Қоқәнтлик Қошбеги Яқупбәг ақ тағлиқлардин Бузрук хоҗини өзигә қалқан қилип Қәшқәргә кирди һәм ақ тағлиқ хоҗилар Бузрук хоҗа үчүн уларни қоллиди. У Чиң сулалиси тәрипидин йоқитилғичә һәр хил уруш вә қирғинчилиқлар булуп турди.
1871-йили Чарросийә Чиң сулалиси билән түзүлгән тохтам бойичә Или Султанлиқини ишғал қилди.
1875- йили Чиң сулалиси қошунлири Шинҗаңға йүрүш қилди. 1878-йили Чиң сулалиси пүтүн ғәлибини қолға кәлтүрүп Җәнуби Шинҗаң вә Үрүмчи, Турпан раюнлирини ишғал қилди.
1881- йили Чиң сулалиси(Қарахан) Чарросийә (Ақхан)ға 70 миң квадрат километр земин вә бәш миллион 9000 сәр көмүш уруш чиқими төләп Илини қайтуривалди.

Юқурида көргинимиздәк нурғун қозғилаң һәм топилаңлар болди, хәлқниң ғәлибә қилған, мәғлуп болған дәвирлириму болди, әмма кәң хәлқ аммисиға һечбир мәнпәәт несип болмиди. Чүнки хәлқ интайин төвән аң сәвийидә болғини үчүн пәқәт черик, мустәбит һакимийәтни ағдурушнила мәқсәт қилған болуп конкрет нишан болмиған, уларда мәхсус һакимйәтчиликни чүшәнгүдәк сәвийә, сияси программа түзгидәк иқтидар болмиғанлиқтин ғәлибә мивиси һә дегәндә бир учум сопи – заһит, хоҗа- ишанларниң қолиға чүшүп кәтти яки шулар тәрипидин пайдилинип кетилди, хәлқ икки сопилар мәжипиниң муритлириға айлинип кәткини үчүн бир топ қозғилаң қилса иккинчи бир тәрәп уларға қарши турди, нәтиҗидә һөкүмранлар уйғурларниң ”Өз йеғида өз гөшини қориди“.

Сәидийә уйғур дөлити дәвридин башлап ақ тағлиқ вә қара тағлиқлар һакимийәт йүргүзсә яки һакимийәткә тәсир көрситәлисә иккинчи биртәрәпни қаттиқ қирғин қилди, әгәр бир мәжәп хәлқ қозғилиңи билән һакимийәт тиклисә яки қозғилаңға иштирак қилса иккинчи бири уларға қарши мәйданда турди, мәсилән: Ақ тағлиқ хоҗиларниң рәһбири Қара тағлиқлар тәсиридики Сәидийә ханлиқини йоқутуш үчүн Далай ламаға баш уруп җоңғарларни башлап келип муритлирини ички җәһәттин маслаштуруп уйғур хәлқини җоңғарларға қул қилип бәрди.
Қара тағлиқ хоҗилар болса җоңғарлар вә уларниң һамийлиқидики ақ тағлиқ хоҗилар һакимийитини йоқутуш үчүн Чиң сулалисиға йол башлиди (қара тағлиқ хоҗилар шу хизмәтлири үчүн уйғур земинидә ваң, гуң мәнсәплиригә еришип бир мәзгил хәлқни езип парағәтлик турмуш кәчүрди, Қумул ваңлири, Кучар ваңлири, Турпан — Или хоҗилири шуларниң мисали) вә муритлири ички җәһәттин маслашти. Гәрчә Куча вә Хотән қатарлиқ җайларда һакимийәт тикләнгән болсиму хәлққә нәп елип келәлмиди. Бу һәқтә тарихчи Молла Муса Сайрами әпсусланған һалда ” … Куча хоҗилиридин Рашидин хоҗам дегән Мәвланә Әршидин вәлиниң мазирида дуа тәләп билән ятқан, һич киши билән арилашмайдиған вә дәрвиш тәриқисидә өмүр өткүзиватқан бир адәм иди … Ақ кигиз үстидә олтурғузуп, бурунқи султанлиқ қаидиси бойичә ханлиқ тәхтидә олтурғузди … Бу шәһәрләрдә наһайити көп ғәзинә- мүлүк, қорал- ярақларға игә болди, наһайити көп ғәзинә топланди. Буларниң һәммиси толуқ Муһәммәт Яқуп бек атилиқ ғазиниң қолиға чүшти.
Улар шунчилик дөләт һөкүмәткә игә булуп, нурғун мал — мүлүк топлиған чағларда я өзиниң бирәр уруқ — қаяшлариға рәһим вә шәпқәт қилип бақмиди, я бирәр дуагуй, әһли пәзил вә һүнәрвәнләргә кәңри инам вә еһсан қилип, уларниң мал дуняға болған еһтияҗидин чиқмиди, я бирәр дәря — өстәңгә көврүк салдуруп яхшилиқ қилмиди, я мәсчит ханиқа бина қилип, көл қудуқларни колитип вәхпә әшялар тохтатмиди…. Нәмунә әсәр қалдурмай нам нишансиз кәтти. Улардин һечбир нәмунә ядикар яки яхши иш бақи қалмиди…. “дәп ләнәт оқуйду. Алимниң баяниға қариғанда бу хил ләнәткә йәнә Хотән падишаһи Һәбибулла һаҗиму дучар булуп уму хәлқ инқилап қилип һакимийәтни елип падишаһлиққа олтурғузса уму охшашла хәлқ үчүн қилчилик яхши иш қилип бәрмәстин ғәзинини алди билән Бәдөләтниң кейин Чиң сулалисиниң қолиға ошуқи билән чүшүшигә сәвәбчи болған. Или султанлиқини ейтсақ 10 йиллиқ һаятида қанчә султан алмашти? Шуниң өзила купайә.
Вәлихан төриниң қилмишини көрсәк:”Вәлихан төрәм Кашиғәрни муһасирә қилип, қишлақ вә кәнтлирини қолға киргүзүп…. Төт калла мунариси ясапту. Мунарниң егизлики он икки гәз миқдари келәтти дәйду. Лекин униң өзи бәң чекиш, һаясиз ишларни қилиш вә қан төкүштин һечқандақ өзини тартип еһтият қилмайдикән.“ Хәлқ етиқат қилған хоҗилар мәғлуп булуп Оттура Асияға қачқинида қирғинчилиққа йәнила азадлиққа, баравәрликкә интилгән, баравәрлик, адәмдәк яшаш үчүн күрәш қилған хәлқ қанлиқ қирғинда қалди. Или қайтуривелинғанда 50 нәччә миң уйғур аһалисиниң юрт маканини ташлап Чаросийә даирисидики Оттура Асияға көчүши, росийәлик А.Н. Курпаткинниң ” Қәшқәрийә “ намлиқ китабида язған ” җоңгулуқлар бу вәқәни” хоҗилар йеғилиқи“ дәп атайду.

Бу вәқәниң нәтиҗисидә 20000 түтүн йәни 100000 киши Чиң сулалисиниң өч елишидин қорқинидин , Қәшқәр, Йәкән вә Ақсулардики юрт маканлиридин айрилип, хоҗиларниң кәйнидин тағқа чиқип кәтти… Бу қетимқи қач- қач 1-айда йүз бәрди. Шу күнләрдә шивирған арилаш қаттиқ қар йеғиватқан булуп, бу ач ялиңач кәмбәғәлләрниң көпчилики из дерәксиз йоқалған”, бу вақиәләр һәр қетимлиқ қозғилаңлар һәм қозғилаңлар мәғлубийитидин кейинки қаттиқ қирғинчилиқлар болғанлиғини толуқ испатлап бериду. Һәқиқәт шуни ениқ көрситип бәрдики гәрчә хәлқ қозғилип мустәбит һәм черик һакимийәтни ағдурушни көзлисиму уларда әшу зулумни юқутуштин өзгә нишан болмиған, уларда бирәр сияси программа болмиған һәм болишиму мумкин әмәс иди, чүнки хәлқтә унчилик иқтидар болмиған, уларда бирәр сияси нишан ортақ етиқат болмиғини үчүн қан төкүп инқилап қилсиму бирлишәлмәстин бөлүнүп яшап бөригә йәм болған.
Уларниң қисқа һакимйәтлири, қозғилаңлири мәғлуп болғандин кейин хәлқ йәниму қаттиқ дишварчилиққа дучар болған җүмлидин юрт маканини ташлап чиқишқа мәҗбур болған. Чарросийә Илини Чиң сулалисиға өткүзүп бәргәндә Чиң сулалисиниң өч елишидин әнсиригән аһалә Росийә территорийисигә көчти. Молла Муса Сайрами “Бу йәттә шәһәрни сәрәмҗан қилғандин кейин, йәттә шәһәрдә қириқ миң черик турғузушқа һөкүм қилди. Лекин Илини игилигән чағда бир милйондин артуқ адәмни һалакәткә гириптар қилған иди. Нурғун адәм тәрәп тәрәпкә қечип Или әтрапида адәм гуруһи аз қалди… , дисә хақан мәнсәпдарлири бу йәттә шәһәрдә төрәмгә яр болған яки төрәмниң ишини тутуп хизмәт қилған адәмләрни издәп тепип өлтүрүп, уларниң чарва мал вә земинлирини олҗа қилип, онмиңдин көпрәк хотун-қиз вә оғул рәсидә — нарисидә балиларни олҗа әсир қилип у тәрәп Ләнҗу өлкиси, бу тәрәп Или, Чөчәккә елип берип, хитайларға тапшуруп вә хизмитигә тутуп бәрди” ○6 дәйду.

  1. Исламийәттин чәтнигән сопистик дини әсәбийликниң елип кәлгән җаһаләтниң вәйранчилиқи.

Қазақ алими Чоқан Вәлиханупниң баяниға асасланғанда пүткүл уйғур хәлқи сопиларниң икки гороһиға бөлүнүп кәткән булуп Чоқан Вәлиханларда ақ тағлиқлар мәжипидики аһалә көп болса, йеңисар, яркәнт, Хотәнләрдә қара тағлиқ хоҗиларға мурит болған аһалиләр көп болған. Улар һәрбир шәһәр юртлардиму муритлири арқилиқ хәлқни парчилиған булуп өз — ара алақиму қилмайдиған болған ( мисал қилсақ Қәшқәр шәһри аһалисиниң шәрқи шимал тәрәптикилири ичидә ақ тағлиқлар көп санни, ғәрби җәнуп мәһәллә кәнтлиридә қара тағлиқлар көп болған), өз — ара пәрқләндүрүш үчүн ақ вә қара тақи кийгән, ақ тағлиқ вә қара тағлиқ намлириму шундин кәлгән.
Биз тарихи пакитлардин әйни вақитта сопизимниң қанчилик ямрап кәткәнликини, надан хәлқниң сопизимниң кишәнлиридә мәнивийәт җәһәттин қандақ хараплашқанлиқини көрүп бақайли:
Алла хаслиқи хоҗамларға хас яки алла хоҗам дәп хоҗамларға һәддидин зиядә әқидә вә ихлас қилип, уларни һәммидин юқири мәртивилик дәп һесаблап, алла билән хоҗамлар арилиқида туридиған һечқандақ бирәр юқири мәртивилик инсан яки җанниң булишини етирап қилмайдикән вә йол қоймайдикән … Уларға наһайити юқири әқидә бағлап , атлирини йилқа уюри билән, қойлирини қотини билән вә қизлирини қизлиқ иппәтлири билән, секиләк болса секиләклики билән елип келип хоҗамларға тартуқлап, нәзир һәдийә қилип әмди бизгә һечқандақ нәрсә лазим әмәс‘ дәп уларниң дуасини елип алла хоҗам дәп тониған иди.
Бундин башқа йәнә тәзкирәи һидайәт қатарлиқ әсәрләрдинму сопиларниң өзлирини ислам диниға мухалип, куприлиқ билән өзлирини алла билән тәң орунға қуюп тәрғип қилғанлиқини биливалалаймиз. Биз гәрчә пуқраларни сопизимға һәммиси бу дәриҗидә ихлас қилиду дәп қаримисақму , сопизимниң тәсириниң наһайити чоңқур болғанлиғини көрүвалалаймиз.
Өзлирини алла билән тәң орунға қойған бу сопилар немини тәрғип қилиду? Дотсент Ибраһим Нияз бу һәқтә мундақ дәп язиду:
Сопизимниң түп ғайиси инсанларни тәрки дунялиққа башлап, реал дунядин, иҗтимаий турмуштин йүз өрүп хияли дуняда көридиған <راھەت>(РАҺӘТ прим. Амрақ) ғемини қилишқа чақириштин ибарәт.
Хәлқимиз әқидә қилған өзлирини дини исламға беғишлиған худаниң ашиқлири ислам әқидилиригә мухалип болған қилмиш әтмишлири билән өзлирини Сәид — Муһәммәд пәйғәмбәрниң әвлади дийишип сап әқидилик мусулманларни алдап, хәлқниң Муһәммәт Әләйһиссалам болған әқидисидин пайдилинип өзлирини ниқаблап хәлқни тәрки дунялиққа башлап өзлиригә ихлас қилғучиларни җәннәткә ериштүридиғанлиқини вәдә қилип, хәлқни өзлиригә майил қилишти, бу дуняниң яхшилиқиға муйәссәр болалмиған хәлқимиз у дуняда җәннәттә болсиму раһәт көрүшни, у дуняда болсиму адәмдәк яшашни издиди, шуңа хоҗиларға ишинип уларға мурит болди.
Сопизимниң бунчә күчийип кетишидә әйни дәврниң қәләмдә һәм әләмдә йетилгән падишаһлири Султан Сәидхан вә Султан Абдурәшитханларниң сопиларға мурит – мухлис болғанлиқиму сәвәбчи болған иди, улар хан — султанларниң өзлиригә мурит болған пурсәттә сияси җәһәттинму пайдилинип (мәсилән, муритлириниң баҗ — селиқини кәчүрүм қилишини тәләп қилиш) өз муритлирини көпәйткән дигән қарашларму бар.
Хоҗа ишанлар өзлирини һәқ көрситиш үчүн суда маңалаймиз, өлүкни тирилдүрәләймиз, асманда учалаймиз, топини йемәк ичмәк, алтун көмүшкә айландуралаймиз, ямғур яғдуралаймиз, бирла вақитта бирқанчә җайда заһир болалаймиз, сүпкөчләп кесәл давалаймиз, ғайипни билимиз, қол тәккүзмәстин нәрсиләрни йөткийәләймиз, өсүмлүк вә һайванлар билән сөзлишәләймиз…, дәп сахта карамәтлирини һәрхил усуллар арқилиқ тәшвиқ қилип, һәрхил һийлә — микирләрни қоллинип хәлқни алдап, уларниң әқидә — ишәнчигә еришкәндин кейин хәлқимизниң мадди – мәниви дунясиға һуҗум қилди. Нәтиҗидә улар барлиқ уйғур мәдәнийәт мираслирини уруп чақти, бузди, от қойди, вәйран қилди. Мәдәнийәт әслиһәлирини бузуп, мәдәнийәт сорунлирини сопилиқ паалийәт сорунлири ханиқаларға айландурди. Хәлқниң мәдәнийәт сорунлири – мәктәп, мәдрис, күтүпханилар сопиларниң аяғ астида вәйран болди.
Авамни мәдәнийәттин ваз кечишкә қистап мәдәнийәтни мәни қилди. Кимики сопилар билән қаршилашса худди Хоҗа Җаһан Әрши, Баба Рәһим Мәшрәп вә Мирза Шаһ Мәһмут җорас кәби қәсткә учрап паҗиәлик өлтүрүлди. Бу һәқтә “Җаһаләт пирлири Шинҗаңда намлиқ әсәрдә йезилғандәк: Аппақ хоҗа вә Аппақ хоҗичилар (биз бу йәрдә ақ тағлиқ хоҗиларнила әмәс, қара тағлиқ хоҗиларниму бир қатарда тонушимиз лазим) заманисида Қәшқәрийәдә мәдәнийәт, маарип, илим – пән, әдәбият – сәнәт, музика, нахша, усул, гүзәл- сәнәт, тиятир, серкчилик, тибабәтчилик, мәтбәчилик, тәрҗимә, хәттатлиқ … қатарлиқ барлиқ илмий паалийәтләрниң һәммиси қәтий мәни қиливетилгән. Бундақ ишлар билән шуғулланғучилар капир , җадугәр, муртәдләр һесаблинип җазаға тартилип турған, өлтүрүветилгән.
Һәтта хәт йезишни өгиниш, саз үгүнүш, ясаш, мәшрәп ойнаш, оюн — күлкә, хотун-қизлар пәрәнҗисиз ашкарә йүрүш қатарлиқ адәттики иҗтимаий инсанчилиқ хисләтлириму қәтий мәни қиливетилгән. Пүтүн җәмийәттә қуран вә һәптийәктин башқа барлиқ йезилма әсәрләр, болупму милли әсәрләр, хатирә, нәмуниләр, көйдүрүветилгән, йоқ қилип ташланған. Илим — мәрипәт орунлири бузуветилгән, чәкләнгән. Уларниң орниға зикри сөһбәт ханиқалири, гүләх, сазайи һәмиданлар (това қилдуруш орунлири), хоҗа, ишанларниң туралғу җайлири, әмәлдар биналири дәсситилгән. Пүтүн җәмийәттә дуа — тилавәт, хәтмә, истиғпар уқуш (Аллаһтин гунаһини тиләп туруш) аммиви иҗтимаий мәшғулатқа айландурулған.
“Тәзкирәи әзизан” қатарлиқ әсәрләрдин мәлумки ”Ақ тағлиқ“, ”Қара тағлиқ“ хоҗиларниң дәсләпки башчилири бир туғқан булуп уларниң өз алдиға нопуз тикләш үчүн көз қарашлирида маһийәтлик пәрқ болмисиму хәлқни иккигә бөлүп мәжәпчилик қилған. Улар өз- ара низаһ қилишип, хәлқни уруш җедәлгә селип қан төкүп мәңгү орнини толдуруп болғусиз тарихи җинайәтләрни қалдуруп кәтти. Уйғур хәлқиниң барлиқ паҗиәлири, яман күнләргә қелиши пүтүнләй сопиларниң қилмиш әтмишлиридин болған. Пүтүн уйғур диярини җаһаләт қаплап пүтүн хәлқ қараңғулуқ дунясиға ғәрқ болди.

  1. Еғир зулум хәлқни һалидин кәткүзивәткән. Һакимийәт бешида олтурған һәрқандақ һөкүмран өз һөкүмини қол астидики әмир әкабирлири арқилиқ йүргүзиду, һөкүмран қанчә черик, хиянәтчи вә парихор болса қол астидикиләрму шунчә черик, парихор вә хиянәтчи болиду. Тарихимизни варақлап көридиған болсақ әнә шундақ черик, парихор, хиянәтчи әмәлдарларниң көп өткинини биләләймиз. Һөкүмран вә қолчумақлириниң чериклики, парихорлиқи түпәйлидин хәлқ үстидики баҗ селиқ көпийип кәткән, хәлқ қатму-қат зулум дәстидин яшашқиму амалсиз қалған. Бир тәрәптин хан вә униң амбал, дотәйлири зулум қилса йәнә бир тәрәптин, наинсап бәгләр, хоҗилар, шәриәтни дәстәк қиливалған моллилар һәрхил алваң — яақ, баҗ — селиқ, өшрә — закат, питрә йиғип зулум салған.
    Чиң сулалисиниң садиқ қул ғалчилири бәгләр болса баҗ вә селиқни һәссиләп йиғип өзини бейитиш билән биргә амбал, дотәйләргә соға – салам , пара берип техиму чоң имтиязлар үчүн (тоғриси хәлқниң қенини техиму бәк шораш үчүн) һәрикәт қилди, хәлқ қаңғир қахшап җан тәслим қиливатса амбал, дотәй, бәг-ғоҗамлар өзлириниң парағәтлик турмуш пәйзини сүрди, нәтиҗидә зулумға чидимиған хәлқ нурғун қетимлиқ қозғилаңлар қилип мустәбит, черик һакимийәтни ағдурмақ болди. Хотәнлик тарихчи Муһәммәт Әләмниң тарихи вәтән вақиати Хотән намлиқ әсиридә әйни дәвирдики баҗ — селиқниң 65 хили хатирләнгән икән. Чирик Чиң сулалиси черикликтә мәнсәпни баһа қуюп елан чиқирип сетиш дәриҗисигә берип йәткән булуп әмди биз Чиң сулалисиниң мәнсәп сетиш һәққидики еланиға мунасивәтлик баянни көрүп бақайли:
    Һәрқандақ пули бар адәм күмүш пул совға қилса мәнсәп беримиз, дәп базар гүзәрләргә елан чаплиди… Һәрқандақ нами нишани йоқ , оғри, қимарваз, сәргәрдан болсиму пул бәрсә униңға мәнсәп берилди… Мәнсәпни содилишип баһа қоюп ашкарә сатидиған болди. Мана буниңдин шу чағдики һакимийәтниң қанчилик чирикләшкәнликини, бу сәвәплик хәлқниң қанчилик риязәт чәккәнликини, қанчилик зулумға дучар болғинини қияс қилиш мүшкүл әмәс. Демәк әйни тарихи дәврдә һоқуқ ачкөз, байлиқпәрст, парихорларниң, оғри, қимарвазларниң қолиға чүшүп “Су ақиду сайға, пул ақиду байға” дигәндәк вәзийәт давам қилған, пуқралар үстидики зулум техиму күчәйгән.

Қәрз үчүн, албан үчүн болди мениң һалим хараб,
Һәзрити чүнваң бегим һалимға рәһим әткәй яна.
Кәлсәләр албанчилар хенә пули дәп тутсиләр,
Пул тапалмаймән тинәп, дишвар болур һалим яна.
Кечиләр, күндүзләри һәм дәрс оқур ерди балам,
Қәрз үчүн, албан үчүн, һәм дәрстин қалди яна.

Ақсулуқ муәллип Молла Тохти мундин йүз нәччә йил муқәддәм язған әсири “Әрзийәт“ тики юқурқи баянлар арқилиқ шуниму биләләймизки, зулум шу дәриҗигә йәткәнки бәг-ғоҗамлар өзлирини ағичилири үчүн хенигиму алваң йиғқан. Бу хил алваң, баҗ селиқларниң көплүкидин, зулумниң еғирлиқидин хәлқ интайин қийин әһвалда қалған. Дини өлима, тарихчи Имир Һүсәйин қази ахунум бир шеирида мундақ дәп язиду:

Өтмүштә бу Шинҗаңға шән дотәй икән манҗу,
Магаза, тава току, кийгәнлири сап паңчу.
Раһәттә ятар ухлап пуқраға көтәртип җ з,{ jذ,}
Пуқрани һақарәтләп сиңку билән дәп чәнту,
Датаңға қадап қойған нәйзә қелич һәм чәйду.○12

Мана буларниң һәммиси тарих, әйни дәврдики реаллиқ. Чиң сулалиси һөкүмранлири дәври вә башқа дәврләрдә болсун һөкүмранларниң еғир зулумлири хәлқни пүтүнләй һалидин кәткүзивәткән. Мушу хил әһвал астида тинчлиқниң болмаслиқи, сопизимниң бесими, иқтисади қийинчилиқ хәлқни өзиниң мәдәний маарип ишлириға көңүл бөләлмәйдиған қилип қойған. Хәлқ мадди, мәниви байлиқлиридин пүтүнләй мәһрум болған.
”Пул болса җаңгалда шорпа“ дәйду уйғур даналири, дәрһәқиқәт пул болмиса һич иш ақмайду, пул демәк иқтисад, капитал, мәбләғ демәктур. Юқурида көргинимиздәк уруш вә дәһшәтлик езишләр уйғур хәлқиниң игилигини пүтүнләй вәйран қилған булуп сопизимниң тәрки дунячилиқ тәшәббуси бу вәйранчилиқни техиму күчәйтивәткән. Мәйли җоңғарлар болсун яки чиң сулалиси болсун хәлқниң мәдәнийәт маарип ишлириға мәбләғ селиши, қоллиши мумкин әмәс иди, чүнки хәлқ пән — маарип арқилиқла һаятлиқ йолини, баравәрликни һәтта уларни ағдуруп өзигә өзи хоҗа булуш йолини тапалайтти, һөкүмранлар уйғурларни адаққи өз һөкүмидә тутушни мәқсәт қилидиған турса буни қандақму халисун?
Өз — өзини тониған, милләтпәрвәрлики вуҗутқа кәлгән милләтла мәңгү өз мәвҗутлуқини капаләтләндүрәләйду, буни пәқәт һәқиқи пән — маарипла ишқа ашуралайду. Шуңа бүйүк мутәпәккур Йүсүп Хас Һаҗип илим билән көккә чиққили болидиғанлиқи, қулниң қуллуқтин халас болалайдиғанлиқини мундин миң йил муқәддәм бизгә җака қилған. Чиң сулалисиниң ахирқи ғалчиси Яң Зеңшинниң хәлқни мәңгү наданлиқ кишәнидә кишәнләп туруш үчүн пән маарипни қаттиқ чәкләп, хурапи моллиларни сетивелип хәлқни идарә қилғанлиқи буниң пакити әмәсму? 20 — әсирдин илгири Әрши, Футуһи, Молла Муһәммәт Садиқ Қәшқири, Зоһури, Молла Юнус Йәркәнди, Ғериби, Низари, Катиби, Молла Муһәммәт Төмүри, Назими, Тәҗәлли… гә охшаш мувәппәқийәт қазанған бир түркүм мәдәнийәт әрбаблири йетишип чиққан, уларниң мувәппәқийәт қазинишида мәлум иқтисади арқа тирики бар иди.
Болупму 20-әсирниң алдинқи йеримидики мәдәнийәт әрбаплиримиздин Абдуқадир Дамолла, Абдухалиқ уйғур, Лутпулла Мутәллип, Молла Муһәммәт Оғуз Һәмра, Иминҗан Баһавиддин… қатарлиқ бир түркүм от йүрәк кишиләр иқтисади җәһәттин азрақ болсиму асаси болғачқила чәтәлгә чиқип яки өлкә мәркизигә берип илим тәһсил қилалиған, мәктәп ечип илим тарқиталиған. Иқтисад йәни пул болмиғанлиқтин нурғун әқиллиқ пәрзәнтләр худди Молла Тохти язғандәк уқуштин қелишқа мәҗбур болған. Иқтисад болмиса қурулуш қилғили болмиғиниға охшаш мәктәп мәдрисләрни селип илим мәрипәт тарқитиш мумкин болмайду, хәлқму надан қелип мәңгү ”маңқурт“ булуп қалиду.

4.Сиртқи дуня билән алақә азийип бекинмичилик күчәйгән.

Хәлқимизниң мәдәнийәт вә тәрәққиятта бунчилик қалақ һаләткә чүшүп қелиши хәлқара муһит биләнму зич мунасивәтлик. Йүән сулалиси дәвридә уйғур деңизчиси Йиғмишниң Ғәрпкә баридиған деңиз йолини ечиши, Миң сулалиси дәвридә Хуйзу деңизчиси Җең хениң деңиз қатнишини йәнә бир балдақ юқури көтүриши билән Шәрқ – Ғәрп алақиси қуруқлуқтин (қуруқлуқ йоли бихәтәр әмәс иди) көрә деңиз йолиға көчти. Чүнки кейинки оттура әсирдин башлап Оттура Асияда бир — биригә қарши бирмунчә ушшақ феодал ханлиқлар барлиққа кәлди. Нәтиҗидә йипәк йолидин ибарәт бу Шәрқ – Ғәрп мәдәнийәт, иқтисад — сода линийиси тенч болмиғанлиқтин аста – аста өз ролини юқутуп бариду. Бу һәқтә сабиқ советлик муәллипләр Гафироф билән Мирошинковлар мундақ дәп язиду:
“Йипәк йолиниң тосулуши һәмдә яврупалиқларниң һиндистан вә җуңгоға баридиған деңиз йолини ечип, уни игиливелиши сәвәбидин мәркизи асияниң дуня билән болған сода қатнаш алақиси үзүлүп қалди. Ғәрп билән Шәрқниң иқтисади вә мәдәнийәт алмаштуруш йоли өзгирип, мәркизи асияни җәнуп вә шимал тәрәптин әгип өтидиған болди. Мәркизи асияда йәрлик феодал һөкүмранлиқ күчәйгәнликтин, иқтисад вә мәдәнийәттә наһайити тез хараплишишқа қарап маңди.”
Америкилиқ атақлиқ тарихшунас Ставрианус әпәнди дуня тарихидин йәкүн чиқирип ‹‹ дуняниң омуми тарихи ›› намлиқ китабида ” дуня тарихи испатлидики бир иҗтимаий гуруһниң мәдәнийәттә тәрәққи қилиши униң қошнилириниң тәҗрибилирини қубул қилалиған қилалмиғанлиқи бәлгиләйду. Бир иҗтимаий гуруһ еришкән һәр хил кәшпиятларни башқа иҗтимаий гуруһларға тарқитиду. Шуңа уларниң арисидики бериш келиш қанчә көпәйсә өз ара үгүнүш пурситиму көпийиду. Омумән , мәдәнийәттә әң иптидаи һаләттики қәбилиләрму узақ җәрянда бекик яшиған, шуниң үчүн улар қошна қәбилиләрниң мәдәнийәт мувәппәқийәтлиридин пайдиға еришәлмигән. Башқичә қилип ейтқанда башқа җуғрапийилик амилларға охшаш инсанларниң тәрәққиятидики ачқуч милләтләр арисидики йеқинлишишқа бағлиқ. Башқа милләтләр билән өз ара тәсир көрсәткән әшу милләтләр ғайәт тәрәққиятларға еришиш имканийити интайин зор.
Әмәлийәттә, уларниң тез сүрәттә тәрәққи қилишиға түрткә болиду, чүнки уларниң дуч келидиғини тәрәққият пурсити болупла қалмастин йәнә шаллиниш бесимидур. Навада өз ара тәсир пурситидин пайдилинип тәрәққи қилмиса чуқумла ассимилатсийә болиду яки йоқулуш хирисини елип келиду. Әксичә бекик һаләттә яшиған милләт сирттин келидиған инертсийигә еришәлмисә, йәнә хәвп – хәтәр болмиса шаллиниш бесимиму улар үчүн мәвҗут болмиса улар әслидики һалити буйичә нәччә миң йил яшайду“. Оттура Асияда яшиған уйғур хәлқиму юқурқи қанунийәтниң сиртида әмәс.
Бу чағда Шинҗаңдила әмәс, Оттура Асияниң башқа җайлиридики әһвалму буниңға асасән охшаш булуп мусулман шәрқ дуняси хараплишишқа йүзлинип бурунқи мәдәний гүллиниш пүтүнләй түгәшкән, бурунқи илим пән гүллиниши ахирлишип хурапийлиқ вә мәжәпчилик күчийип тәприқә һакимйәтлири көпәйгән, өз — ара низалар көпийип игилик вә хәлқ турмуши хараблашқан. Явропада болса әһвал буниң әксичә булуп ислаһат, риқабәт җуш уруп раваҗлинип, тәбиии пән, иҗтимаий пәнләрдә вә санаәттә йеңи бөсүш боливатқан вә санаәт, йеза игилики тәрәққи қилип машинилишиватқан булуп учқандәк тәрәққи қилған иди.
Биз болсақ булардин пүтүнләй хәвәрсиз һалда ”қудуқниң тегидики пақидәк“ асман мушу дәп йүрүвататтуқ. Нәтиҗидә инсанлар тәрәққиятиға төһпә қушуп келиватқан уйғур хәлқи “учар гиләм”, “яғач ат” та әкис әткән һава қатнаш арзулириму шу бойичә чөчәк булуп қеливәрди. Йүсүп Хас Һаҗипниң илим билән көккә чиққили болидиғанлиқи, қул болсиму илим билән азадлиққа еришәләйдиғанлиқи һәққидики чақириқлириму бизни ойғиталмиди, биз әсирләрни ишәк һарвисиға олтуруп өткүзүп кәлдуқ, ишәк һарвисини алаһидә қатнаш қорали, кала билән сапанни ишләпчиқириш қорали қилип әсирдин әсиргә көчүп кәлмәктимиз. Өзимизни бекик һаләттә сақлап кәлгинимиз үчүн явропа әллириниң җүмлидин пәрәң вә орус, җоһот – әҗнәбиләрниң қандақ тәрәққи қилғинини писәнтимизгә алмидуқ, вәлсипит ясиса ”шәйтан һарва“ дәп атидуқ, мушу әсирдә һәтта ”айрупиланға нимә дегән чоң қуш бу дәп дан чачқан“ лиқимиз немини испатлайду?

Мәдәнийәт, маарип җәһәттин тарлиққа йүзләнгән.

Һәммигә мәлум болғинидәк, қәдимки Оттура Асияда түрки хәлқләр яшап кәлгән ана макан булуп уларниң Әл Фараби, Муһәммәт Харәзми, Мәһмуд Кашғәри, Йүсүп Хас Һаҗип, Җамал Қарши, Әһмәт Йүкнәки, Имаиддин Кашғәри, Сиңқу Сәли Тутуң … кәби бирмунчә пәйласоп, әдиб — алимлар яшиған булуп математика (алҗәбир), әдәбият, илмий кимия, илмий мәнтиқ, илмий нуҗум, пәлсәпә, тибабәт, нахша-саз қатарлиқ саһәләрдин хели яхши илмий мувәппәқйәтләрни қолға кәлтүргән иди. Моңғуллар дәвригә кәлгәндә алимлимизниң илмий әмгәклири моңғул импирийиси билән наһайити кәң даиригә тарқилип өзини намайән қилди вә дуня мәдәнийитиниң тәрәққиятиға өчмәс төһпиләрни қошти. Мәсилән: әдипләрдин Сәйдулла, Сәвинич Һия, Мазучаң, Шүаңфуларни, йеза игилик алими Төмүр Төбрүк (лу миңсән)ниң, узуқлуқшунас Кусқуй, йезиқшунас Тататуңа вә Чосгиходриз, тәрҗиман Әнтсаң вә Биланашил, сиясион Лйән Шишән, Әһмәт, Өмәр, астроном Җамалидин, бинакар Әхтәридин, ярағшунас Алавиддин вә Исмаил, рәссам Гавкукун, алимлардин Чиншимиң вә Шәмсидин, деңизчи Йиғмиш, тарихшунас Лйән Хуйшән…. қатарлиқларниң төһписи сөзимизгә дәлил болиду.
Уйғурлар өз тарихида башқиларниң илғар илим вә техникилирини үгүнүш билән биргә өзиниң илғар нәрсилирини қошна әлләргә өгәткән. Төмүр, көмүр, мис, буғдай, пахта … ларниң Шинҗаңда ичкири өлкиләрдин балдур болиши, хәнзу тилидики төмүр сөзиниңму түрки тилдики төмүрдин қисқирап 铁 булиши, юқурқи техникиларниң Шинҗаң арқилиқ ичкиригә тарилиши қәдимий мәдәнийәтлик болған уйғур хәлқиниң қандақтур әкилишпәрвәр милләт болмастин башқилар мәдәнийитиниң җәвһәрлирини қубул қилалайдиған һәм өз мәдәнийитиниң җәвһирини башқиларға тәғдим қилалайдиған милләт икәнликини көрситип бәрди. Әмма уйғур җәмийити 16- әсирдин башлап сопизимниң күчлүк тәсиригә учриди, Сәидийә дөлитиниң адаләтлик султани Сәидхандин башлап ханларниң сопиларға мурит булиши түпәйлидин хоҗа — ишанлар районимизда наһайити тез көпәйди, муритлири күнсири ашти.
Тәсир даириси зорайған сопилар қуран, һәдис вә сопилиқ китаплиридин башқа барлиқ мәдәнийәтни чәклиши һәм бу хил тәқипниң узун давам қилиши уйғур хәлқини мәңгү толдуруп болмайдиған зиянларға гириптар қилди. Уйғур хәлқи сопиларниң дәһшәтлик роһи қул қилиши, уларни ғалибийәт йолиға, һөрлүккә башлайдиған илим йолидин мәһрум қилиши билән улар роһи қуллуққа чүшүп қалди. Һәрқандақ бир милләтниң милләт роһи юқулидикән шу милләт йоқалмай қалмайду, уйғур роһи йоқалғини үчүн уйғур миллити әввәл җоңғарларға андин черик чиң сулалисиға ат-ишәк орнида ишлиди.
Сопилар өзлирини Алла билән тәң орунға қуюп, ислам әқидилиригә мухалип иш қилип, ислам дини вә мусулманлар үчүн пүтмәс, түгимәс вәйранчилиқ вә харлиқ елип кәлди. Улар мәдәнийәт байлиқлирини бузуп, мәдәнийәтни мәңгүлүк йоқ қиливетиш үчүн тиришти. Мәктәп мәдрисләрни сопизимлиқ паалийәт сорунлириға айландуруп, сап әқидилик уйғур хәлқини роһи қулларға айландурди. Сопилар һакимийәт бешиға чиққан вә қорчақ һөкүмдар булуп турған вақитларда қуран вә һәптийәк бирдинбир уқушлуққа айланди. Қуранниң айәтлириму сопизм идийилири бойичә тәпсирләнди. Кейинки вақитларда йәни сопилар тәхиттин чүшкән әмма тәсири йәнила чоңқур болған чағларда маарип аста — аста әслигә келишкә башлиди, әмма иҗтимаий пәнләр мутләқ асаси орунни тәшкил қилди. Тәбии пәнләр вә техникилар (һүнәр сәнәт) асасән унтулди, оқутуш даириси бәкму тар булуп қалди. Нәшриятчилиқ, басма ишлириму унтулуп қолда көчүридиған қалақ һаләткә чүшүп қалди. Шу дәвәр иҗтимаий җәмийитигә нәзәр салсақ пәқәт шаир, тәрҗиман, тивипләрла йетишип чиқти, һүнәр сәнәт йәнила натурал игилик басқучида туруп қалғини үчүн һечқандақ тәрәққиятқа еришәлмиди.
Һөкүмран чиң сулалисиму әслидинла қалақ бир мәдәнийәтниң вәкилигә айланғини үчүн уларму уйғур хәлқигә һечқандақ бир мәдәнийәт ата қилалмиди, әксичә һөкүмранлиқини ишқа ашурушта пайдилиқ тоңчи (тәрҗиман) йетиштүридиған мәктәптин бирқанчинила ачти. Шу чағларда уйғурларда тәсир қилғудәк, уларда ойғунуш пәйда қилғудәк бирәр мәдәний тәрәққият, йүксилиш болмиғини үчүн қошнилириму уйғурларға һечқандақ иҗабий тәсир ата қилалмиди. Оттура Асия җүмлидин мусулманлар дуняси хараблишип, чүшкүнлишип кәткән булуп уйғурлар асасән әнә шу исламийәт дуняси билән алақә қилатти, уйғурларға алаһидә тәсир көрсәткүдәк бирәр илғар мәдәнийәт өз қошнилири арисида болмиғини үчүн доктур Әсәд Сулайман ейтқандәк әшабул кәһәб уйқусиға ғәрқ болған иди.
Тәғдир туғулуштинла пишанисигә йезилған болиду дәп қариған хәлқимиз һәммини худадин, мазар машайиқлардин аһ уруп изләйдиған роһ чирмивалған булуп, яритиш мениңдин ярилиш өзүңдин ни унтуған иди, җәннәт қелич сайисиниң аситида дигәнни чүшәнгәну җәннәтни қандақ һалда қурушни билмигән. Уйғур хәлқи пүтүнләй әнә шундақ чүшкүн, қалақ дуня муһитиниң ичидә булуп ғәрипниң йеңи мәдәний мувәппәқийәтлиридин пәқәт 19-әсирниң ахирлири тоғрирақи 20- әсирниң башлирида хәвәр тапти вә… бу заман ғәпләт вә бипәрвалиқ замани әмәс, ойғиниш вә сәзгүрлүк заманидур җаһиллиқ вә наданлиқ дәври әмәс илим — пән дәвридур. Суслуқ вә бикарлиқ дәври әмәс тиришиш вә ғәйрәт вақтидур. Башқа милләтләр илим мәрипәт сайисидә һавада учуп пәрваз қилмақта, су астида болса худди қуруқлуқта йүргәндәк әркин үзүшмәктә. Биз техи ғәпләт уйқусида ятмақтимиз. Уйқу өлүмниң бурадири вә муқәддимисидур. Бу һаләттә даим ухлимақ йоқилиш вә өлүм йолидур һелиһәм вақит вә пурсәт бар… дәп чуқанлар салди. 20- әсирниң 30- йиллириға кәлгәндә андин бу һаләт өзгиришкә башлиди.
Хуласә қилғанда уйғурлар 1600-йилидин 1900-йилиғичә болған 300йил җәрянда түрлүк қисмәтләргә дучар булуп мәдәнийәттә чекинип кәтти, бурунқи җәңгиварлиқини юқатти. Әмма у өтмүш, һәргизму һазир мәдәнийәттә алға басалмаслиқимизниң сәвәби әмәс, һазир мәсулийәтни улардин изләш өз мәсулийитини башқиларға иттириштин башқа нәрсә әмәс, лекин тарихи савақларни қобул қилишимиз , сәвәнликләр үстидә издинип уни түзитишимиз лазим. Әмди, мана инсанийәт 21- әсиргә өзиниң түрлүк йеңилиқлири билән заманивилишип кирсиму биз толиму төвән аңда мәс вә әләң- сәләң һалда, көпимиз ишәк һарвисиға олтуруп кирип кәлдуқ, биз давамлиқ мушундақ йүрсәк әвлатлиримиз биз тоғрилиқ нимә дәп йәкүн язар тарих бетигә?
Изаһатлар:
Молла Муса Сайрами «Тарихи әминийә» Шинҗаң хәлқ нәширияти уйғурчә нәшри, 49-бәт
Молла Муса Сайрами «Тарихи һәмиди» милләтләр нәширияти 1986- йили уйғурчә нәшри 323-, 324-бәтләр
Юқарқи әсәр, 156-, 140-, 153-, 154-, 240- бәтләр
Куропаткин «Қәшқәрийә» Шинҗаң хәлқ нәширияти1983- йили уйғурчә нәшри 223- бәт
Ибраһим Нияз «Тарихтин қисқичә баянлар» Қәшқәр уйғур нәширияти уйғурчә нәшри 269-бәт
Шинҗаң мәдәнийити 1987-йили 4-сан 28-бәт
Молла Муса Сайрами «Тарихи һәмиди» уйғурчә, 176-бәт
Булақ мәҗмуәси омуми 13-сан 231-бәт
Қәшқәрқәдимки китаплар тәтқиқат хәвири уйғурчә 1985-йил 1-сан 79- бәт
Оттура Асия тәтқиқати 1987-йил уйғурчә 1-сан 76-бәт
Абдуқадир дамолла нәсиһәти
Шинҗаң мәдәнийитии җорнили 2000-йили 1-сан 71-бәт
Мәнбә әскәртилмиди, өзрә сораймиз.
__Каракуяш Редаксийәси
© http://hantengri.blogspot.de/2008/09/uyghurlarning-medeniyette-chkinishidiki.html
© Амрақ