!Қәдирлик қериндашлар

!Қәдирлик қериндашлар

Инсанийәт тарихида өзигә хас из қалдуралиған уйғурларму дуния мәдәнийитиниң тәрәққиятиға мәлум төһпә қошуп кәлмәктә. Тарихниң һәр хил җудун-чапқунлири билән тәғдир қисмити түпәйли дунияға териқтәк чечилип кәткән миллитимиз вәкиллири өзлири яшаватқан дөләтниң тәрәққиятиғиму өз үлүшини қошуватиду. Аләмдики қериндашлиримиз үчүн роһий көрүк болушни үмүт қилған бу тор бәт бир-биримизни техиму йеқинлаштуруп, һәр биримиз яшаватқан муһит, җәмийәттики йеңилиқларни, миллитимизгә аит илмий мақалиларни, әдәбий әсәрләрни, фильмларни җамаәтчилик нәзәригә тәвсийә қилиду. Билим билән қудрәт тапқан дөләтләр биринчи новәттә билимлик, риқабәткә қабил әвлат тәрбийисигә алаһидә көңүл бөлиду. Бизниң тор бәт үчүнму маарип саһаси әһмийәтлик болуп, яшлиримиз үчүн дуниядики алий оқуш орунлирида тәһсил көрүш имканийити һәққидә әхбарат бериш заман тәливи. Әлвәттә, бу тор бәт арқилиқ һәммә ишларниң һөддисидин чиқиш қийин мәсилә. Лекин һәр бир қериндишимизниң ярдими арқилиқ «Излиримиз» – интернет торида миллитимизниң өзигә хас из-тамғисини намайән қилалайдиған, алий арзу-нийәтләрни нишан қилған тор бәт болуп қалидиғиниға ишинимиз. «Излиримиз» тор бетини бир әхбарат қудуғиға охшатсақ, чаңқиған қәлбләр бу қудуқтин мәлум дәриҗидә күч-қувәт, дәрман алалиса, дуниядики қериндашлиримиз үчүн роһий көрүк вәзиписини атқуралиса, бу тор бәт өз паалийитиниң муһим бир вәзиписини атқурғанлиқ болуп һесаплиниду. Паалийитимизниң үнүмлигини ашуруш үчүн бу қудуқниң тазилиғини сақлап қелиш асасий мәсилә. Миллитимиз зиялилири – алимлиримизни, язғучи-шаирлиримизни, журналистлиримизни, устазлиримизни, дуниядики һәрбир қериндишимизни мәзкүр тор бәтниң паалийитигә өз һәссисини қошидиғанлиғиға үмүт қилимиз
!Қәдирлик қериндаш
Алдираңғу вақит қайнимидики аләмшуммуллаштуруш, әхбарат технологияси дәвридә сизму өз-тамғиңизни ипадиләп көрүң! Қени, «Излиримиз» ға мәрһәммәт

Һөрмәт –еһтирам билән
(Бу тор бәтниң асасчиси Ваққас Аббас (Мамединов
Тор бәтниң техникилиқ муһәрири Һәмражан Амрақ
(Тор бәтниң бәдиий муһәрири Азнат Азат (Талипов

4 thoughts on “!Қәдирлик қериндашлар

  • 2017-03-10 в 01:29
    Постоянная ссылка

    Әссаламу әләйкүм! Излиримиз тор бетиниң ечилиши биз үчүн хошаллиқтур. Мубарәк болсун ағигиләр! Мошу тор бәни ачқан оғланларға тәшәккүр…! Шәхсән мән Сүбһидин бәк хошал болдум аиләм, бала-жақам билән. Қандақту ярдәм керәк болса биз ярдәм қилалаймиз! Мошу излиримиз тор бети гүллинивәрсун ….! Хәлқимгә уйтидиған сөзүм қоллап қувәтләйли ярдәм қолимизни сунайли Бесилип қалған сүрәт яки қол язмилар болса аватип берайли Бу бәтниң келәчиги бар мән әң чоң баһа беримән! Яшаңлар издиниңлар! Мубарәк болсун!

  • 2017-03-10 в 03:05
    Постоянная ссылка

    Ассаламу Әләйкүм! Мубарәк болсун ! Шәхсән өзәм қоллап қувәтләймән ! Тор бәтниң етиму мәналиқ болупту ! Из !!! Әждатлиримиздин қалған «изни» жутәрмәй келиватимиз, әмди Әвлатларға Из қалдуруп кетәйли !

Обсуждение закрыто.