Қедимий уйғурлар тарихиниң тәтқиқатчиси

(Көрнәклик уйғуршунас С.Кляшторныйниң 90 жиллиғиға даир)

Мәлумки, кеңәш дәвридә уйғуршунаслиқ җәмийәтлик пәнләрдики асасий йөнилишләрниң бири һесаплинатти вә һөкүмәт тәрипидин һәртәрәплимә қоллап-қувәтлинәтти. Уруштин кейинки дәвирдә Қазақ ССР Пәнләр академияси уйғуршунаслиқ тәтқиқатлириниң мәркизи болди. Бу йәрдә уйғур тилини, тарихини вә мәдәнийитини тәтқиқ қилидиған мәхсус бөлүм моҗут еди. Қазақстан уйғуршунаслиқ тәтқиқатиға Москвадики, Ленинградтики вә Ташкәнттики йетәкчи илмий мәркәзләр иҗабий тәсир қилди. Мәзкүр мәркәзләрдә алимлар уйғуршунаслиқ мәсилилиригә көпләп мураҗиәт қилатти.

Әйнә шундақ кеңәшлик алимларниң бири – Қазақстандики уйғуршунаслиқниң тәрәққиятини қоллиған һәм өзиму уйғурларниң қедимий тарихини үгинишкә зор төһпә қошқан, атақлиқ түркшунас Сергей Кляшторный (1928 – 2014) болди. У һаят болса, бийил 90 яшқа толатти.

Сергей Кляшторный 1928-жили 4-февральда Белоруссияниң Гомель шәһиридә дунияға кәлгән. Уруш түгигән жили, йәни 1945-жили, у Ленинград университетиниң шәриқшунаслиқ факультетиға оқушқа чүшти вә мәзкүр факультетниң түрк филологияси вә Йеқин һәм Оттура Шәриқ тарихи кафедрисида билим алди. Бу билим дәргаһини тамамлиғандин кейин, 1957-жилғичә геология институтида библиограф болуп ишләйду. Шуниңдин кейин СССР Пәнләр академияси Шәриқшунаслиқ институтиниң Ленинград бөлүмигә ишқа келиду. Нәқ мошу илмий-тәтқиқат институти билән С.Кляшторныйниң кәспий паалийити зич бағлиқ. Мошу йәрдә у «Қедимий түрк руникилиқ язмилар Оттура Азия тарихиниң мәнбәси сүпитидә» намлиқ намзатлиқ диссертациясини башлайду. Бу диссертацияни 1962-жили утуқлуқ һимайә қилиду. Алимниң маңа ейтип бәргини бойичә, униң диссертациясини оқуп чиққан көплигән алимлар әйнә шу әмгиги асасида докторлуқ диссертациясини йезишни тәклип қилған екән. Амма у буниңға етивар бәрмәпту.

Бу диссертация 1964-жили китап болуп нәширдин чиқти. Китап кеңәш түркшунаслиғида, болупму қедимий түрк җәмийитиниң тарихини һәм түрк руника мәтиншунаслиғини тәтқиқ қилишта чоң вақиә болди. Мәзкүр китап чәтәллик түркшунасларниңму диққитини җәлип қилди. Китап чиққандин кейин атақлиқ түркшунас, уйғуршунас немис алими Анна Мария фон Габен яш алимни докторантуриға келишкә тәклип қилиду. Амма бу «соғ мунасивәтләр уруши» дәвридә мүмкин әмәс еди. Көп жиллардин кейин, бу кейин 1991-жили Беҗинда хитай тилида, 2000-жили Үрүмчидә уйғур тилида нәширдин чиқти.

Диссертацияни һимайә қилғандин кейин С. Кляшторный түркшунаслиқ вә моңғолшунаслиқ секториниң рәһбири болуп тайинлиниду һәм әллик жил давамида мошу йәрдә әмгәк қилиду.

С. Кляшторныйниң илмий тәтқиқатлири түркшунаслиқни, археологияни вә тарихни өз ичигә алиду. Униң сәвәви, алимниң илмий рәһбири – атақлиқ түркшунас, СССР Пәнләр академиясиниң мухбир әзаси Сергей Малов (1880 – 1997) вә йәнә бир устази – тарихчи-археолог Александр Бернштам (1910 – 1956) болған. Тәкитләш лазимки, бу икки алим кеңәш уйғуршунаслиғиниң тәрәққиятиға зор төһпә қошти. С.Малов кеңәш уйғуршунаслиғиниң «атиси» һесаплиниду. А.Бернштам уйғурларниң вә Шәрқий Түркстанниң қедимий, оттура әсирләрдики тарихини қайта чүшинишниң нәзәрийәвий асасини салди.

С. Кляшторный әҗайип мәтиншунас еди. У қедимий түрк руникилиқ язмилирини вә руникилиқ йезиқларни, қедимий түркләр тарихи вә мәдәнийитини илмий тәтқиқат қилишниң услублирини яхши биләтти. Униң һәрбир илмий әмгиги нәширдин чиққандин кейин кеңәш вә дуния түркшунаслиғиниң классикилиқ әсәригә айлинатти.

С. Кляшторныйниң әмгәклириниң қиммити шуниңдин ибарәтки, у пәқәт илгири мәлум болған руникилиқ мәтинләрни толуқлап, чүшәндүрүштә һәм уларни қедимий түрк җәмийитиниң мәдәнийитини һәм тарихини тәтқиқ қилишта мәнбә сүпитидә пайдилиништила әмәс, шундақла илгири мәлум болмиған руникилиқ ядикарлиқларни ечишта вә оқушта болди. У һәр язда Моңғолиядә, Қазақстан вә Оттура Азия дөләтлиридә археологиялик экспедицияләрдә болатти. С. Кляшторныйтүрк руникилиқ йезиқлирини билипла қоймай, шундақла түрк тарихиға аит рус вә Европа тиллиридики түркләр тарихи бойичә язма мәнбәләр тоғрилиқ яхши мәлуматларға егә еди. Рус вә Европа тиллиридики мәлуматларни билиш алимға руникилиқ йезиқлар һәққидә мәлуматларни умумий тарих билән биллә қарашқа, улардин мүмкинқәдәр көп әхбарат елишқа вә тарихниң илгири намәлум болған бәтлирини әслигә кәлтүрүшкә ярдәм берәтти.

1991-жиллардин башлап С. Кляшторный түркләр тарихини тәтқиқ қилиштики айрим мәсилилири бойичә көпжиллиқ әмгәклирини топлап һәм йеңи тепилған йезиқларни илмий айнилимиға киргүзүшни башлиди. Алим түркләр тарихини вә Евразия даласи тарихини бириктүридиған бирнәччә китапни нәширдин чиқарди. Уларниң арисида, мәсилән, «Қазақстан. Летопись трех тысячилетей» (Т.Султанов билән һәмкарлиқта, 1992). «История Центральной Азии и памятники рунического письма» (2003), «Степные империи древней Евразии» (Д.Совинов билән һәмкарлиқта, 2005) вә башқилар бар.

Алимниң илмий паалийитидики йәнә бир алаһидилик, у СССР түрк хәлиқлириниң рәсмий тарихини йезип чиқишқиму көп күч чиқарди. У «Қазақ ССР тарихиниң» иккинчи томиниң муәллипи (1979), қедимий вә оттура әсир тарихи бойичә «Қирғиз ССР тарихи» топлиминиң мәхсус муһәррири (1983), Татарстанниң көптомлуқ тарихиға муһәррирлик қилди. С. Кляшторныйтүркшунаслиқ пәнигә қошқан төһписи үчүн «Түрк тилини тәтқиқ қилиш җәмийитиниң» пәхрий әзаси болуп сайланди.

Әнди С. Кляшторный өзиниң уйғуршунаслиқ мавзусиға беғишланған әмгәклиридә қедимий көчмән уйғурларниң тарихини қедимий түрк дәвриниң бир қисми дәп қарайду. У қедимий түрк дәвригә қедимий түркләрниң, уйғурларниң, қирғизларниң умумий дөлитини (әл) ятқузиду. Шуңлашқа қедимий уйғур қәбилилири, дәсләпки уйғур дөләтлири, болупму Уйғур қағанити тарихиниң мәсилилири униң барлиқ әмгәклиридә бар. Алимниң йәнә бир зор төһписи – у Уйғур қағанатиниң илгири намәлум болған йезиқлирини тапти, тәрҗимә вә илмий тәһлил қилди. 1960-жилғичә илим-пәндә Уйғур қағанатиниң пәқәт икки таш йезиқлири ядикарлиқлири мәлум еди. Улар – әдәбиятта «Моюн-чур йезиғи» (һазир «Могойн Шине-усу йезиғи» дәп атилидиған Селенга йезиғи (759 – 760) вә руникилиқ қисми толуғи билән бузулған уйғур соғди-хитай үчтиллиқ Қарабалғасун йезиғи (821).

1960 – 1970-жиллири С. Кляшторный қатнашқан кеңәш-моңғол экспедиция тәрипидин Уйғур қағанатиниң илгири намәлум болған үч руникилиқ йезиғи тепилди.

1969-жилқи экспедиция вақтида С. Кляшторный Уйғур қағанатиниң асасчилириниң бири болған Әл-әтмиш Билгә-қағанниң (тәхткә олтарғичә исми Баянчор) ядикарлиғиниң биринчи фрагментини тепишқа муйәссәр болиду. Бу Терхин дәриясиниң бойида тепилғачқа, «Терхин йезиғи» дәп аталди (Моңғол алимлири уни «Тарьят йезиғи» дәп атайду). 1970-жили археологлар Н.Сэр-Оджава вә В.Волков Терхин йезиғиниң йәнә икки фрагментини тапти. Терхин йезиғиниң мәтинини 1980-жили С. Кляшторный«Советская тюркология» журналида елан қилди. Бу йезиқ экспедициягә қатнашқан моңғол филологлири М.Шинеху вә Б.Базилхан тәрипидин тәһлил қилинди. Амма улар тәклип қилған мәтинниң мәзмуни илмий тәтқиқаттин жирақ болғачқа, С. Кляшторный уни һәтта муһакимә қилмиди. С. Кляшторный тәклип қилған мәтинни түркиялик түркшунас Талат Текин пайдиланди. У мәтинни оқушниң йеңи нусхисини тәклип қилди. Амма уларниң биразила С. Кляшторный тәрипидин қобул қилинди. Терхин йезиғи тоғрилиқ мақалә 1980-жили Үрүмчи шәһиридә яш алим Қахар Барат тәрипидин уйғур тилиға тәрҗимә қилинди. Шәхсән өзәм 1986-жили Ленинградта аспиринтурида оқуватқан вақтимда С.Кляшторный ниң илтимасиға бенаән уни тәрҗимә қилдим.

Терхин йезиғи – уйғур Әл-әтмиш Билгә қағанниң буйруғиға бенаән, 753-жили йезилған дәсләпки ядикарлиқ. Униң айрим қисимлири Могойн Шине-усу йезиғида тәкрарлиниду. Бу йәрдә қағанниң хатирисигә беғишланған йезиқлар бар. Терхин йезиғи С.Кляшторныйға Могойн Шине-усуниң чоң бир қисмини қайтидин оқуп чиқишқа имканийәт бәрди. Әл-әтмиш Билгә қағанниң мошу икки ядикарлиғи Уйғур қағанати қурулғандин кейин дәсләпки жиллардики ички вақиәлирини тәсвирләйду. У йәрдә даладики ички урушлар, Уйғур қағаниниң өз һакимийитини күчәйтиши вә Уйғур империясиниң чегарилирини кәңәйтиш мәхситидә жүргүзүлгән һәрбий жүрүшлири һәққидә йезилған. Мәлумки, Таң сулалиси тарихида Уйғур қағанатидин ички һаяти тоғрилиқ әхбаратлар йоқ. У йәрдә пәқәт Таң императорлириниң уйғур һөкүмдарлириға бәргән лавазимлири һәққидә мәлуматлар бар.

1976-жили С. Кляшторный қатнашқан кеңәш-моңғол экспедицияси Тэсийн-Гол дәриясиниң жуқарқи еқимида йәнә бир уйғур руникилиқ йезиғини тапти. Бу йезиқ «Тэс йезиғи» дәп атилиду. 1983-жили С. Кляшторный Тэс йезиғиниң алдин-ала мәтинини елан қилди. Алимниң пикричә, Тэс йезиғи уйғур қағани Әл-әтмиш Билгә қағанниң оғли Бёгю-қағанниң буйруғи билән йезилған. Бизгә йетип кәлгән йезиқниң айрим фрагментлирида муһим тарихий мәлуматлар бар. С.Кляшторныйниң пикричә, Тэс йезиғи түркләрниң Ашина қәбилиси ядикарлиқлири билән йошурун пикир талашлирини өз ичигә алиду. Мәлумки, Тэс йезиғи Уйғур елиниң қедимдинла болғанлиғини тәкитләйду. Йезиқлардики мәлуматларни тәһлил қилған С. Кляшторный дуния пәйда болған дәвирдин уйғур дөлитиниң болғанлиғини ениқлайду. Тарихий мәлуматларни умумлаштуруп, алим төвәндикидәк пикиргә келиду: «Шундақ қилип, ахирқи уйғур елиниң (743 – 744) пәйда болушиғичә йезиқлар муәллиплири 280 жил (380?) һөкүм сүргән икки уйғур дөлити һәққидә, шундақла уларниң ғулап кетишиниң икки басқучи вә 150 жил давамида һөкүм сүргән тәҗавузчиларниң һөкүмдарлиғи һәққидә мәлуматларни көрситиду». Уйғур йезиқлириниң мәлуматлири Хитай мәнбәлири асасида йезилған уйғур тарихиниң асасий басқучлириға мувапиқ келиду. Биринчи уйғур ханлиғи бәшинчи әсирдә даһи Афучжило елан қилған «Егизһарвулуқлар» қәбилисиниң дөлитигә мувапиқ келиду. Иккинчи ханлиқ болса, 646-жили өзини «қаған» дәп елан қилған Тумиду даһиниң ханлиғи. Үчинчи Уйғур қағанати 744-жили тәшкил қилинған.

С. Кляшторный В.Лившиц билән оқуп чиққан Уйғур қағанатиниң үчинчи уйғур йезиғи, у Сәврәй иккитиллиқ йезиғи (Билингва). Гоби чөлиниң Җәнубий қисмида орунлашқан Сәврәй Сомон дегән йәрдә тепилған таштики йезиқ биринчи қетим 1968-жили моңғол алими Б.Ринчен тәрипидин елан қилинған. Уни С. Кляшторный 1969-жили тәтқиқ қилди. Мәлум болғинидәк, йоған ташта йезиқлар икки тилдики йезиқта – түрк руникилиқ вә соғди йезиғи билән йезилған. С. Кляшторный уйғур руникилиқ қисмини әслигә кәлтүрди. Әнди тонулған ираншунаслиқ алим В.Лившиц соғда тилида йезилған қисмини оқуп чиқти. 1971-жили икки алимниң һәмкарлиғида йезилған мақалә уйғур дәвриниң муһим ядикарлиғини илимға киргүзди. Мәтиндики «инги» лавазими, хитай тилидики «ин-и» лавазими Таң императори тәрипидин Бёгю қағанға берилгән лавазим болуп, бу йезиқниң қағанниң хитайдин 763-жили Орду-балиққа болған сәпири давамида йезилғанлиғи тоғрилиқ хуласә чиқиришқа асас болиду. Мәлумки, Бёгю қаған Ань Лушан вә Ши Чаои (755 – 762) қозғилиңи пәйтидә Таң императориға ярдәм бериш үчүн Хитайға қилған һәрбий жүрүшини башқурған. Бу һәрбий жүрүш Уйғур қағанатиниң «ғәрбий» йеңи сәяситиниң башлиниши еди. Бу сәясәт Шәрқий Түркстандики назарәтни кәңәйтишкә қаритилған еди.

Жуқурида тәкитләнгән  Уйғур қағанатиниң үч руникилиқ йезиқ ядикарлиғи, шундақла Могойн Шине-усу йезиғи С. Кляшторныйниң 2010-жили нәшир қилинған «Рунические памятники Уйгурского каганата и история евразийских степей» дегән китавида йоруқ көрди. Қошумчә қилсақ, алим өзиниң һаятидики ахирқи китавини уйғур руникилиқ ядикарлиқларға вә уйғур тарихиға беғишлиди.

С.Кляшторныйниң башқиму уйғур қәбилилириниң тарихиға мунасивити бар кичик йезиқларни оқуштиму төһписи зор. У Чойрен (Улан-Батордин 180 километр жирақлиқта орунлашқан) әтрапида тепилған руникилиқ ядикарлиқни қайтидин оқуп чиқти. Бу ядикарлиқ, алимниң пикричә, уйғур даһиси Тун-йегин-ирқин тәрипидин VIII әсирниң башлирида йезилған. У пәйттә уйғур қәбилилири иккинчи Шәрқий-Түрк қағанати астида еди. Башқичә ейтқанда, бу йезиқ тоққуз оғузларниң (уйғурлар) әң қедимий йезиқлириниң бири. С. Кляшторный шундақла 1914-жили Г.Рамстедт тәрипидин елан қилинған Суджин йезиғини қайтидин оқуди вә тарихий вақиәләрни тәһлил қилди. Бу йезиқ «уйғур йезиғи» дәпму атилиду. У йәрдә уйғур хани Яглакар ханниң исми аталған. С. Кляшторный тәтқиқатлири давамида бу ядикарлиқ Уйғур қағанати қирғизларни йеңивалғандин кейин (840) Енисей қирғизлири тәрипидин йезилған екәнлигини көрсәтти.

С.Кляшторныйниң уйғуршунаслиқ саһасидики тәтқиқатлириниң йәнә бир йөнилиши – униң қедимий Шәрқий Түркстан тарихи бойичә умумий әмгәклири. Алим 1980-жилларниң ахири 90-жилларниң башлирида Қазақ ССР Пәнләр академияси Уйғуршунаслиқ институти тәрипидин нәшир қилинған «Восточный Туркестан глазами руских путешественнеков (вторая половина ХІХ в.» (1980-жил) вә «Восточный Туркестан глазами Европейских путешественников» (1991) намлиқ китапларда тарихқа аит бапларни йезип чиқти. Бу китаплар А.Колесников вә Н.Басханов билән һәмкарлиқта йезилған. Шундақла С. Кляшторный 1991-жили академик Ғ.Сәдвақасов вә тарих бөлүминиң рәһбири Г.Исқақов муһәррирлигидә Уйғуршунаслиқ институти тәрипидин тәйярланған «Краткая история уйгуров» намлиқ китапта бирнәччә бапни тәйярлиди. Бу йәрдә алимниң йәнә икки чоң әмгәклири – «Эпоха «Кутадгу Билиг» (1970) вә «Эпоха Махмуда Кашгарского» (1972) мақалилириму әһмийәткә егә. Мәзкүр мақалиларда алим улуқ муәллипләрниң әсәрлиридики тарихий мәлуматларға өзиниң баһасини бериду.

С. Кляшторный тәрипидин нурғунлиған қизиқ тарихий тәхминләр тәклип қилинған вә асасланған. Уларниң биригә тәпсилий тохтилип өтүшни тоғра көрүватимән. У қипчақларниң келип чиқишиға мунасивәтлик. Руникилиқ мәтинләр вә Хитай мәнбәлирини тәһлил қилишниң асасида алим қипчақларни сир қәбилилиригә охшитиду. Сирлар хитай мәнбәлиридә «сеяньто» дәп атилидиған, телес (оғуз) қәбилиләр иттипақида асасий қәбилә болуп, бу иттипақта иккинчи орунда уйғурлар турған. Сирлар вә оғузлар (уйғурлар вә башқа қәбилиләр) арисидики тоқунушлар ақивитидин уруш башлиниду. Униң ақивитидә 646-жили сирлар уйғур вә башқиму оғуз қәбилилири тәрипидин мәғлубийәткә учрайду. Сирлар уйғурлардин қечип, өзлиригә тумарнам – «қипчақ» дегән намни алиду. «Қипчақ» дегән сөз «тәләйсиз», «яман» дегән мәнани билдүриду. Бу тумарнам қалған сирларни қан ичәр роһлардин, йәни уларниң пикричә, уйғур әвлатлиридин һимайә қилиши керәк еди. Шундақ қилип, қипчақ-сирлар вә уйғурлар оғуз қәбилә иттипақида икки күчлүк қәбилә болған. Венгриялик түркшунас Карой Цеглединиң пикричә, нәқ сирларниң оғуз иттипақидин чиқиши билән уйғурларниң рәһбәрлигидә йеңи қәбилиләр иттипақи шәкилләнди. У «тоққуз оғуз» дегән нам алди. С.Кляшторныйниң қипчақларниң оғузлардин келип чиққанлиғи тоғрилиқ идеясини қазақ алимлириму етирап қилди. Улар бу идеяни қипчақларниң тарихини тәтқиқ қилғанда тәрәққий әткүзди (С.Ахинжаков, Б.Кумеков в.б).

С. Кляшторный Шәрқий Түркстанниң вә қедимий уйғурларниң йезиқ мәдәнийити вә тарихи биләнла шуғулланмай, шундақла қазақстанлиқ уйғуршунаслар билән, болупму Ғ.Сәдвақасов вә Г.Исқақов билән зич мунасивәттә болди. У шундақла яш уйғуршунас алимларни тәйярлаштиму көп күч чиқарди. С.Кляшторныйниң үч уйғур шагирти болған. Улар әрәпшунас Алмас Сабитов, һиндшунас Әкрәм Әнвәров вә хитай бөлүмини тамамлиған мән. Униң рәһбәрлигидә диссертацияләр йезилди. Ә.Әнвәров 1992-жили «Истории изучения Восточного Туркестана английскими и индийскими путешественниками (1812 – 1900)» мавзусида диссертация һимайә қилди.

Мән «Уйгурский каганат в Монголии (744 – 840)» мавзусида 1990-жили диссертацияни һимайә қилдим. С. Кляшторный рәһбәрлигидә аспирантурида билим елишим шәхсән өзәм үчүн чоң мәктәп болди. Мениң тәтқиқатлиримниң мавзуси алим тәрипидин мән Ленинградқа кәлгичә ениқлинип болған екән. Алимға шу пәйттә уйғурлар тоғрилиқ хитай мәнбәлиридики мәлуматларни қайта оқуп вә уларни өзи оқуп чиққан Уйғур қағанатиниң руникилиқ ядикарлиқлиридики әхбаратлар билән қайта селиштуруш үчүн шагирт керәк болди. Ленинградқа дәсләпки кәлгән күнүмдила С.Кляшторныйниң наһайити тәләпчан екәнлигини чүшәндим. У яхши шәриқшунас болуш үчүн пәқәт хитай вә инглиз тилини билишниң азлиқ қилидиғанлиғини ейтти. Шуңлашқа мениң қедимий хитай тили вә әдәбияти бойичә тонулған мутәхәссис Л.Меньшиковта оқушумни тәклип қилди. Л.Меньшиков мениң қедимий хитай тили бойичә устазим болди. Униң рәһбәрлигидә икки Таң сулалириниң тарихидики уйғурлар тоғрилиқ бөлүмләрни қайтидин тәрҗимә қилдим. Шундақла Таң дәвридики рәсмий вә шәхсий мәнбәләрдики мәлуматларни үгәндим. СССР Пәнләр академияси Шәриқшунаслиқ институти Ленинград бөлүминиң барлиқ шәриқшунаслири шәриқ тиллиридин ташқири үч Европа тилини биләтти. Чүнки инглиз, немис вә француз тиллирида шәриқшунаслиқ бойичә нурғун әмгәкләр йезилған еди. Йәнә шу С.Кляшторныйниң тәкливи билән мән немис вә француз тиллирини үгәндим. Һазир мошу тилларда өз алдимға әдәбиятларни оқалаймән.

Диссертацияни һимайә қилип қайтип кәлгәндин кейин С. Кляшторный билән асасән Алмутида учришип турдум. У илмий конференция вә экспедицияләргә келип туратти. 1990-жили Уйғуршунаслиқ институти тәрипидин уюштурулған уйғуршунаслиқ бойичә кеңәш дәвридики ахирқи конференция һелиму ядимда. Конференцияниң кативи сүпитидә мән тәшкилий комитет тәркивидә болдум. Бу чоң илмий әнҗуманға жирақ чәт әлләрдин алимлар кәлгән еди. С.Кляшторный, Г.Исқақов вә мән уйғурлар тарихи бойичә секциядә модераторлуқ қилдуқ. Кейинирәк, йәни 1997-жили яш алимларниң язлиқ мәктивидә униң қедимий түрк тарихи бойичә лекциялирини тиңшаш бәхтигә муйәссәр болдум. 2001-жили Теһранда өткән «Иран вә Туран дунияси» намлиқ конференциядә учраштуқ. 2007-жили болса, мән уни Мәркизий Азия дөләтлири университетлириниң оқутқучилири үчүн уюштурулған язлиқ мәктәпкә тәклип қилдим. Бу йәрдә алим Мәркизий Азия вә түркләр тарихи бойичә лекцияләр оқуди.

С. Кляшторный дайим өз шагиртлириниң утуқлириға қизиқип туратти. У мениң илмий ишлиримғиму қизиқатти. Өз саһаримда айрим кичик илмий йеңилиқларни тапқанда, мән дайим өз устазимниң баһасини күтәттим. Устазим махташқа алдириматти. Пәқәт униң вапатидин кейин Д.Васильевтин өзәмниң Уйғур қағанати тоғрилиқ әмгигимни устазим жуқури баһалиғинини билдим. Қедимий уйғурларниң тарихини тәтқиқ қилишқа қошқан үлүшүмни етирап қилғанлиғини С.Кляшторныйниң ахирқи китавида мениң әмгәклиримгә асасланғанлиғидин чүшәндим. Униң Әл-әтмиш Билгә қаған (Терхин йезиғи вә Могойн Шине-усу йезиғи) бойичә мәлуматлар тоғрилиқ пикирлири мениң Қазақстанда вә чәт әлләрдә нәшир қилинған әмгәклиримгә асаслиниду.

Бир қетим англиялик тарихчи А.Моррисон билән өзара сөһбәтләшкәндә, у шәриқшунаслиқни суфизм билән селиштурған еди. Униң пикричә, шәриқшунаслиқ илим-пәнидики устаз билән шагиртниң зич мунасивити суфи шейхи билән муритлириниң арисидики мәнивий мунасивәтни әслитиду. С.Кляшторныйниң шагиртлириниң арисида қазақ алими Б.Кумеков, қирғиз алими А.Мокеев, венгриялик түркшунас М.Добрович вә мошу қурларниң муәллипи умумий бир илмий иттипаққа әза екәнлигини һис қилиду вә өзлириниң устази С. Кляшторный арқилиқ С.Малов билән А.Бернштамғиму йеқин екәнлигини чүшиниду.

Абләт КАМАЛОВ,

тарих пәнлириниң доктори,  профессор.