Уйғур тарихидин тамчилар

 

 

Түркийә авази радийоси: хитай коммунистик партийәсиниң қизил армийәси уйғур елиға киришкә башлиғанда, миңларчә уйғур Әйса Йүсүп Алптекин вә Муһәммәд Әмин Буғра башчилқида, хитай компартийә һөкүмитидин қорқуп, вәтинини вә бар – йоқ һәммә нәрсилирини ташлап чиқип кетишкә мәҗбур болған иди. Уларниң арқисидин йүзләрчә қазақ чарвичиларму охшимиған йоллардин Һиндистанға көчкән иди.

Һиндистанға көчүп кәлгән муһаҗирлар үчүн дәрһал инсаний йардәм, йәни, йемәк-ичмәк вә башлирини тиққудәк макан тепиш керәк иди. Әйса Йүсүп Алптекин вә Муһәммәд Әмин Буғралар билән бирликтә уйғур елидин көчкән вә кейинчә Кәшмирниң мәркизий Сринагарға йетип кәлгән муһаҗирларниң сани 852 болуп, булардин 54 киши йолда түрлүк қийинчилиқлар түпәйлидин вапат болиду[1]. Әйса Йүсүп Алптекин вә Муһәммәд Әмин Буғра бу муһаҗирларниң Һиндистанда туруп қелиши үчүн Һиндистан һөкүмитигә илтимас суниду. Һиндистан һөкүмити болса, хитай һөкүмити билән мунасивитиниң бузулушидин әнсирәп, уларға туруш ижазити бәрмәйду вә қисқа муддәт ичидә Һиндистандин чиқип кетишини тәләп қилиду. Бу вақитта, хитай һөкүмитиму бу уйғур муһаҗиларниң қайтуруп берилишини Һиндистан һөкүмитидин тәләп қилиду. Түркийәниң Йеңи Деһлидики баш әлчиси Әли Түркгәлди әпәндиму һөкүмәттин җаваб кәлмигәнликини билдүрүп, Әйса Йүсүп Алптекинләрниң муһаҗирларни Түркийәгә йәрләштүрүш тәлипигә җаваб бәрмәйду. Муһаҗирларниң башқа дөләткә көчмән болуш иши узунға созулғанлиқи үчүн, йемәк – ичмәк, озуқ — түлүктә қийинчилиқ туғулиду. Йүзләрчә муһаҗир бу әһвалға чидап болалмай, һәр түрлүк хәтәрни нәзәргә алған һалда уйғур елиға қайтип кетиду.

Бу әһвал алдида, Әйса Йүсүп Алптекин билән Муһәммәд Әмин Буғралар бир қисим уйғурларни Сәуди Әрәбистанға йолға селиш қарариға келип, уларни Бомбайға әвәтиду. Бирақ, бу уйғурларму охшашла иқтисадий җәһәттин зор қийинчилиққа учрайду. Әйса Йүсүп Алптекин Нийу Йорк Таймс гезитиниң шәрқий жәнубий асийа райони мәсули шундақла йеқин дости Чумболни зийарәт қилип, уйғурларниң дәрт – әһвалини чүшәндүриду вә Бомбайда Сәуди Әрәбистанға йолға чиқалмай туруп қалған уйғурларға йардәм қилишни тәләп қилиду. Мухбир нәқ мәйданға берип, бу муһаҗирларни зийарәт қилип, гезитниң баш бетидә хәвәр қилиду. Буниң тәсиридә, Таж Махал меһманханисида бир җәмийәт қурулиду. Бу җәмийәт уйғурларниң бир қисмиға йардәм қилип, Сәуди Әрәбистанға беришиға йардәм қилиду, қалған қисминиң меһманханида узун муддәт турушини капаләткә игә қилиду.

Хитай қизил армийәси уйғур елиға киргәндин кейин, Үрүмчи вә тағлирида йашаватқан бир қанчә йүз қазақ чарвичи йурт – маканлиридин айрилиду. Уларму һәр хил йоллар билән Һиндистанниң Кәшмир чеграсиға келип тохтайду. Улар чеградин өтүш үчүн Һиндистан һөкүмитигә илтимас суниду вә бу һәқтә йардәм қилиши үчүн Әйса Йүсүп Алптекинләргә мәктуп йазиду. Әйса Йүсүп Алптекин қазақ муһаҗирларниң мәктубини тапшуруп алғандин кейин, Америкиниң Йеңи Деһлидики баш әлчиси билән көрүшүп, үч маддилиқ тәләп суниду.

Қазақ муһаҗирлири үч түркүмгә бөлүнүп, алди – кәйни болуп, Һиндистанниң Кәшмир чеграсиға йетип кәлгән иди. Биринчи түркүмдикиләр 25 киши болуп Һүсәтин Тәйҗи башчилиқ қилған иди. Иккинчи түркүмдикиләр Һүсәйин Тәйжи, Әлибек башчилиқидики 95 қазақ муһаҗири иди. Үчинчи түркүмдикиләргә Дәлилхан башчилиқ қилған болуп, улар 200 киши иди. Биринчи вә иккинчи түркүмдики қазақ муһаҗирлар Кәшмир чеграсиға йетип келип, Әйса Йүсүп Алптекин вә Муһәммәд Әмин Буғралардин йардәм сориғанда, Әйса Йүсүп Алптекинләр Һиндистан ташқи ишлар министирлиқиниң мәсуллири билән көрүшүп, қазақ муһаҗирларниң панаһлиқини қобул қилишни тәләп қилиду. Бир қанчә қетимлиқ қайта – қайта көрүшүш вә дипломатик сөһбәтләр нәтиҗисидә, Һиндистан һөкүмити буниңдин кейин келидиған муһаҗирларни қобул қилмаслиқ шәрти билән қазақ муһаҗирларниң Һиндистан арқилиқ башқа дөләткә чиқип кетишигә рухсәт қилиду. Әйса Йүсүп Алптекин бу әһвал астида, уйғур вә қазақ муһаҗирларни башқа дөләткә орунлаштуруш үчүн Сәуди Әрәбистан, Мисир вә Түркийәгә берип, у дөләтниң һөкүмәтлири билән көрүшүшни қарар қилиду.

Әйса Йүсүп Алптекин Сәуди Әрәбистанда, Һиндистандики уйғур, қазақ муһаҗирлири вә уларниң ана вәтини үчүн һөкүмәт рәһбәрлири, журналистлар вә хәлиқ ичидики даңлиқ әрбаплар билән көрүшүп, бир қатар паалийәтләрни қиливатқан пәйтләрдә Муһәммәд Әмин Буғраниң мундақ мәзмундики мәктубини тапшурувалиду:

«Һөрмәтлик Әйса Йүсүп Алптекин, бурунқи хетимдә ейтқинимдәк, Дәлилхан вә Әлибек башчилиқидики 200 кишиниң чеградин киришигә рухсәт елиш үчүн 1951 – йили 22 – сентәбир Йеңи Деһлиға келип, баш министирға мураҗиәт қилдим. 24 – вә 29 – сентәбир икки қетим ташқи ишлар министирлиқиға берип, Найду ханим билән көрүштүм. У бичариләрниң өлүмдин қутулушиға Аллаһ йардәм қилиду, дәп ойлаймән.

Дәлилхандин бурун чеградин өткән 95 кишиниң башлиқи Һүсәтин Тәйҗи, Султан Шәриф Тәйжи вә Оруз моллилар биз Үрүмчидә тонуйдиған кишиләрдур. Улар 1951 — йили 17 – сентәбир Ладақтин Сринагарға қарап йолға чиқипту. Улар Ладаққа кәлгәндә маңа йазған мәктубини тапшуруп алдим. Уларниң алди – кәйни болуп кәлгәнләрниң сани жәмий 320 киши икән. Әмди арқидин башқилар кәлмисә керәк.

Әмди буларға йемәк – ичмәк, кийим – кечәк тепиш, Һиндистандин башқа өлкигә орунлаштуруш вәзиписи бизниң үстимиздә. Бу мәктупни ахирлаштурмай турупла Дәлилхандин бир телеграмма тапшурувалдим. Мәктупниң мәзмуни мундақ: ‹бала – чақам вә 200 адәм билән чеграда ач, сусиз вә коммунистларниң тәһдити астида туруватимиз. Мәккигә беришимизға йардәм қилишиңларни сораймән.› Мән униңға тәсәллий мәктуби йазимән.»

Муһәммәд Әмин Буғра Дәлилхан башчилиқидики 200 қазақ муһаҗириниң әһвалини йәнә Һиндистан һөкүмитигә йәткүзүп, уларни қутқузувелиш үчүн һәрикәт қилиду. Һиндистан һөкүмитигә уларниң өлүм хәвпи астида икәнликини чүшәндүриду.Арқиға йанмай, қәтийлик билән көрситилгән тиришчанлиқлар нәтижисидә, ахирқи түркүмдики 200 қазақ муһаҗириму башқа дөләткә орунлишиш шәрти билән Кәшмир чеграсидин киргүзүлиду.

[1] Доцент доктор Өмәр Қул: Әйса Йүсүп Алптекинниң күрәш хатирилири 19- бәт

Хәткүч: муһаҗирлар, уйғур ели, Кәшмир
транслит — Амрақ

слушать ауди здесь; http://cdn.trt.net.tr/podcasts/4858/f51e/dbf2/5774ec1a78745.mp2

источник; (с) http://www.trt.net.tr/uyghur/pyrwgrammylar/2016/06/30/y-aeys-yyusyup-y-lptk-nn-ng-qzq-muhj-rlrg-yrdaem-q-l-sh-521509?lufrsixlgtkeplwq