Тарихчи-алим Әкрәм Әнвәровниң туғулғининиң 70 жиллиғиға даир

 

Һаят болса, қазақстанлиқ тарихчи алим Әкрәм Әнвәров 70 яшқа толлаттекән. У алий кәспий тәйярлиғи бар, билимлик вә көп әмгәк қилған, амма, айрим сәвәпләргә бола, өзиниң илмий иқтидарини толуқ көрситилмигән һәм тәтқиқатлирини кәң аммиға тонуталмиған уйғур алимлириниң қатариға кириду.
Әкрәм Әнвәров 1948-жили Ғулҗа шәһиридә дунияға кәлгән. У 1959-жили аилиси билән Қазақстан дияриға көчүп чиқиду. Йеңи йәргә көчүп чиққанлар қатарида уларму дәсләп көп қийинчилиқларни тартиду. Пәйдин-пәй йеңи муһитқа үгинишкә башлайду. Әнвәровлар аилиси Алмутиға орунлишиду.
1967 – 1969-жиллири һәрбий борчини өтәп кәлгәндин кейин Әкрәм Әнвәров Кеңәш Иттипақидики әтивалиқ һесаплинидиған Ленинградтики М.Ломоносов намидики университетқа оқушқа чүшиду. У шәриқшунаслиқ факультетиниң һинд тили мутәхәссислигини таллайду. Әкрәм өзиму қариқумчақ, һиндларға охшап кетидиған. Аилисиниң маддий ярдәм бериш имканийити болмиғачқа, Ленинградта оқуш вә яшаш қийин еди. Шуңлашқа Әкрәм оқуш билән биллә әмгәк қилиду. Студентлиқ һаят уни тавлайду һәм келәчәктә яхши мәктәп болиду. Шу жиллири у Екатерина дегән қизға өйлиниду.
Мәлумки, Ленинград алий оқуш орунлири билим бериш җәһәттин дайим күчлүк болған. Шәриқшунаслиқ саһасида ленинградлиқ алимлар йетәкчи орунларни егиләтти. Москвалиқ шәриқшунас алимлар заманивий Шәриқ җәмийәтлирини тәтқиқ қилатти һәм идеология вә сәясәткә йеқин болатти. Ленинградлиқ алимлар болса, Шәриқниң тилини, қедимий тарихини вә мәдәнийитини үгинәтти. Шәриқшунаслиқниң Ленинград мәктивиниң мана мошу алаһидилиги Әкрәм Әнвәровниң илмий тәтқиқатлирида өз әксини тапти. У һинд вә санскрит, инглиз тиллирини, қедимий Һиндстанниң тарихини үгиниду. Әнди униң ана тилини вә әрәп графакисини билиши шәриқшунаслиқниң йәнә бир муһим саһаси — түркшунаслиққа йол ачти.
Университетни тамамлиғандин кейин Әкрәм Әнвәров Алмутиға қайтип кәлди. 1979-жили у Ч.Вәлиханов намидики тарих, этнография вә археология институтиниң шәриқшунас бөлүмигә ишқа орунлишиду. Уйғур шәриқшунас мутәхәссисниң Пәнләр академиясигә кәлгәнлиги Тилшунаслиқ институти йенидики академик Ғ.Сәдвақасов рәһбәрлигидики Уйғуршунаслиқ бөлүми нәзәридин сирт қалмайду. Шундақ қилип, 1982-жили этнограф вә тарихчилар топиниң рәһбири Г.Исқақовниң тәкливи билән Уйғуршунаслиқ бөлүмигә ишқа кәлди.
Тәкитләш лазимки, Г.Исқақов һәрхил мәһкимиләрдә ишләватқан уйғур тарихи вә этнографияси билән шуғуллиниватқан тәтқиқатчиларни бир йәргә жиғишқа көп күч чиқарди. Әкрәм Әнвәровтин ташқири Уйғуршунаслиқ бөлүмигә җумһурийәтлик мирасгаһта ишләватқан этнограф Рисаләт Кәримова тәклип қилинди. Шундақла Ташкәнт дөләт университети Шәриқ факультетиниң хитай бөлүмини тамамлиған Султан Розибақиев вә мошу қурларниң муәллипиму ишқа кәлди.
Санскрит, һинд вә инглиз тиллирини билиши Әкрәм Әнвәровниң илмий тәтқиқатлириниң йөнилишини ениқлап бәрди. У Шәрқий Түркстанда тепилған һинд-европа тиллиридики қедимий язма мәнбәләрни, қедимий уйғур тилидики ядикарлиқларни тәтқиқ қилишқа башлиди. Әкрәм Шәрқий Түркстанниң будда әдәбиятини, шуниң ичидә Турпанда тепилған уйғур мәтинлирини яхши биләтти. Шуңлашқа Турпан Идиқутиниң тарихини (ІХ –ХІІІ әсирләр) тәтқиқ қилмақчи еди. Амма 1986-жили Уйғуршунаслиқ институти тәшкил қилинғандин кейин униңда Ленинградта илмий стажировкида болуш имканийити пәйда болидудә, намзатлиқ диссертациясиниң мавзусини өзгәртишкә тоғра келиду. Қедимий уйғур мәтинлири асасида Турпан уйғур ханлиғиниң тарихини тәтқиқ қилиш қийин мәсилә еди. Униң үчүн көп әмгәк вә вақит һәм тәтқиқат үчүн нурғун мәтинләр тәләп қилинатти. СССР Пәнләр академияси Шәриқшунаслиқ институти Ленинград бөлүминиң қолязмилар фондида Турпандин кәлтүрүлгән нурғун уйғур қолязмилири сақлинивататти. Амма уларниң көп қисми турмуш вә юридик һөҗҗәтләр һәм диний әдәбият еди. Уйғур дөлитиниң сәясий тарихи тоғрилиқ мәнбәләр аз еди. Униңдин ташқири Әкрәм намзатлиқ диссертацияни йезишқа қириқ йешида киришти. Шу сәвәптин атақлиқ түркшунас алим С.Кляшторный униңға йәнә бир мавзу — 1812 – 1900-жиллар арилиғида Шәрқий Түркстанни тәтқиқ қилған инглиз вә һинд сәяһәтчилириниң әмгәклирини тәтқиқ қилиш тәкливини бериду.
«История изучения Восточного Туркестана английскими и индийскими путешественниками (1812 – 1900гг.)» мавзусидики намзатлиқ диссертациясини Ә.Әнвәров С.Кляшторныйниң рәһбәрлигидә язиду. Диссертацияни 1992-жили Россия Пәнләр академиясиниң Санкт-Петербург шөбисидә (һазир Россия Пәнләр академияси Шәриқ қолязмилар институти) утуқлуқ һимайә қилди. Рәсмий оппонентлири һиндшунас М.Воробьева-Десятовская вә этнограф В.Курылев болди.
Ә.Әнвәров диссертациялик ишида инглиз вә һинд сәяһәтчилириниң Шәрқий Түркстанни тәтқиқ қилиш паалийити вә уларниң утуқлирини, мошу җайни тәтқиқ қилишта инглиз вә һинд сәяһәтчилириниң ролини тәтқиқ қилди.
Ә.Әнвәров өзиниң илмий ишида инглиз вә һинд сәяһәтчилириниң Шәрқий Түркстанни тәтқиқ қилишиниң асасий йөнилишлирини ениқлап бәрди. Бу җәриянниң асасини Ост-Һинд компаниясиниң хадими, узун вақит давамида трансгималай дөләтлиридә сәяһәттә болған У.Муркрофт салған. Униң тәшәббуси билән 1812 – 1813-жиллири һинд Мир Иззәт Уллиниң Шәрқий Түркстанға сәпири уюштурулиду. Дәсләпки басқучта бу йәрдә болған һәм бай материалларни қалдурған У.Муркрофт вә һинд Хаджи Ахмед Шах болди. 1950-жиллири болса, үч ака-ука немислар – Шлангинвейтлар болған, улар Қәшқәрияни тәтқиқ қилған. Әкрәм Әнвәровниң ениқлишичә, дәсләпки басқучта Шәрқий Түркстанни тәтқиқ қилиш Ост-Индия компанияси тәрипидин уюштурулған экспедицияләрниң әхбарат топлиши билән характерлиниду. Бу пәйттә компаниядә Қәшқәриягә қизиқиш аз еди. Чүнки ХІХ әсирниң биринчи йеримида қелиплашқан тарихий әһвал вә географиялик шараитлар Бүйүк Британияниң Қарақорумниң шималидики территорияләргә тәсирини тарқитишқа имканийәт бәрмәтти.
Инглиз-һинд сәяһәтчилири тәрипидин Шәрқий Түркстанни чоңқур тәтқиқ қилиш 1860 – 1876-жилларға тоғра келиду. Буниңға Һиндстанда вә Шәрқий Түркстанда йүз бәргән вақиәләр түрткә болди. 1857 – 1858-жиллиридики сипай қозғилиңи Һиндстандики Ост-компанияниң һакимийитини ғулатти һәм һакимийәт Лондон һөкүмити тайинлайдиған вице-корольниң қолиға өтти. Әнди Шәрқий Түркстанда 1860-жилларниң оттурисида партлиған Цин империясигә қарши қозғилаң ақивитидин Қәшқәриядә Яқупбәк рәһбәрлигидики Йәттишәр дөлити пәйда болди. Мошу вақиә болса, инглиз-рус қариму-қаршилиғини Шәрқий Түркстан территориясигә йөткиди. Йеңи шараитта Британия Һиндстанида трансгималай дөләтлирини, шуниң ичидә Қәшқәрияни тәтқиқ қилидиған, Һиндстан чоң тригонометриялик хизмити вә Бенгал Азия җәмийити, Король географиялик җәмийитиниң ишлирини уйғунлаштуридиған тәшкилатлар тәшкил қилинди. Қисқа вақит ичидә, йәни 1860 – 1869-жиллар арилиғида Шәрқий Түркстанға илмий вә сода-ихтисадий мәхсәтләр билән ондин ошуқ экспедицияләр уюштурулиду. Уларға Мухамед Хамидниң (1863-ж.), У.Джонсонниң (1865-ж.), 1868 – 1869-жиллардики Р.Шоуниң, Мирза Суджиниң, Г.Хейуордниң, Д.Форсайтниң икки миссиясиниң (1870 вә 1873- жж.) сәяһәтлирини киргүзүшкә болиду. Мошу сәяһәтләр давамида йәрлик хәлиқ — уйғурларниң урпи-адәтлири, әнъәнилири, Қәшқәриядики сәясий вақиәләр, өлкә географияси, иҗтимаий-ихтисадий әһвали һәққидә баһалиқ материаллар топланди. Мошу материаллар асасида Ә.Әнвәров сәясий вақиәләр турғусидин Британия Һиндстаниниң Йәттишәр, Россия вә Цин империяси билән болған һәрбий, дипломатиялик, сода мунасивәтлирини тәтқиқ қилди.
Ә.Әнвәров өзиниң диссертациясиниң ахирқи қисмида 1876 – 1900-жиллар арилиғи (Йәттишәр дөлити ғулиған вә Шәрқий Түркстанда Цин һакимийити орниған пәйт) болди. Бу басқучтиму инглиз сәяһәтчилири 1884-жили Шәрқий Түркстан Цин империясиниң тәркивигә «Шинҗаң» дегән нам билән киргүзүлгән территорияни тәтқиқ қилишни давамлаштуриду. Инглиз сәяһәтчилириниң тәтқиқатлири Қәшқәриядә Россияниң позицияси күчәйгәндә вә Британия Һиндстаниниң мунасивәтлири аҗизлашқанда жүргүзүлди. Мошу пәйттә Шәрқий Түркстанға Н.Элайас (1879, 1885-ж.), А.Кери вә А. Дальгейш, (1885-1886-ж.), Ф.Янгхазбенд (1889 – 1891-ж.), Г.Бауэр, М.Конвей (1892-ж.), Г.Лансдел, Г.Литтелдейл (1893-ж.), Б.Клайв (1895-ж.), Г.Дизи, Р.Кобболд (1897 – 1899-ж.) сәяһәткә барған. Бу сәяһәтләрниң һәммиси Ә.Әнвәров тәрипидин чоңқур тәтқиқ қилинди. Алимниң пикричә, ХІХ әсирниң ахириғичә инглизлар Шәрқий Түркстанға мунасивәтлик умумий бир сәясәтни шәкилләндүрмигән. Буниңға Британияниң Шәрқий Түркстанға мунасивәтлик сәяситини тәйярлайдиған бирнәччә мәркәзләрниң (Лондон, Калькутта, Санкт-Петербург вә Беҗин) болуши кашила болди. Улар империя мәнпийәтлирини өз нуқтәий нәзәрлири турғусидин чүшинәтти.
Ә.Әнвәровниң тәтқиқатлири Шәрқий Түркстанға болған сәяһәтләр билән шуғулланған алимларниң чоң қизиқишини пәйда қилди. Униң материаллири «Восточный Туркестан глазами европейских путешественников» (Алма-Ата 1991-ж.) китавиниң иккинчи бабида («Первые путешествия из Британской Индии в Восточный Туркестан», 22 – 43-б.) пайдилинилған.
Намзатлиқ диссертацияни һимайә қилғандин кейин Ә.Әнвәров илмий-тәтқиқат институтлирида ишлиди. Униң илмий паалийити Уйғуршунаслиқ институти билән чәмбәрчас бағлиқ. Мәзкүр институтта у уйғурларниң тарихи вә этнографияси бөлүмидә ишләватқан пәйтидә, уйғурлар тарихи бойичә коллективлиқ лайиһиләргә паал қатнашти.
Уйғуршунаслиқ институти йепилғандин кейин у оқутқучилиқ билән шуғулланди. Алмутидики бирнәччә алий оқуш орунлирида дәрис бәрди. Һиндшунас алим сүпитидә Қазақстандики Һиндстан әлчиханиси билән йеқин мунасивәттә болди. Шундақла Һиндстанда илмий стажировкида болуп, ХХҖ ШУАРни тәтқиқ қилидиған профессор Кульбушан Варик билән яхши мунасивәтләр орнатти.
Әкрәм Әнвәров наһайити чоңқур билимлик, Шәрқий Түркстанниң қедимий вә оттура әсирләрдики тарихини яхши билидиған, қедимий тиллардики язма мәнбәләрни оқалайдиған алим еди. Униң намзатлиқ диссертацияси әң асасий әмгиги болуп қалди. Әсәр униң айрим қисимлирини мақалә сүпитидә нәшир қилди. Әпсус, алайтән китап сүпитидә чиқиришқа үлгирәлмиди. Алим 60 яшқа толмай дуниядин өтти. Пәқәт 2013-жили Уйғуршунаслиқ мәркизи «Веливай Ахун әвлатлири» тәшәббускар топиниң һамийлиғида нәшир қилди.
Әкрәм иккимиз яш арилиғи чоң болсиму яхши арилишип өттуқ. Һәр иккимиз шәриқшунаслиқ мутәхәссислигини таллидуқ, уйғуршунаслиққа 1980-жиллири, йәни бу пән тәрәққият йолиға чүшкәндә кәлдуқ. Һәр иккимизниң устази атақлиқ түркшунас алим С.Кляшторный болди. Шундақла бизни уйғур тарихиға болған қизиқиш, уни тәтқиқ қилишқа үлүш қошуш мәхсити бириктүргән еди. Биз Қазақстанда уйғуршунаслиқ пәниниң гүлләнгән пәйтиниң гувачиси болдуқ. Мошуниңда Әкрәм Әнвәровниңму әмгигиму зор дәп һесаплаймән.

Абләһәт КАМАЛОВ,
тарих пәнлириниң
доктори.