Миллий мәнавиятимиздики сәрсанчилиқ

Күнләр жилларни яратқини билән жиллар һәргиз яритилишни кәлгүсиниң босуғисиға беҗирим өткүзмәйдиғанлиғи һәқиқәт. ХХІ әсирниң он тоққуз жилиниң ичидила миллитимиз арисидин йетилип чиққан мәнавият егилири аримиздин кетип, биз яшаватқан муһитта мәнавиятимиз һәқиқий рәвиштә мискинлишип, ғерипсинип қалғандәк билиниду маңа.
Бар күч-ғәйритини, яшлиғини, билимини милләт мәнпийити үчүн атавәткән атилиримиз билән акилиримизниң, анилиримиз билән һәдилиримизниң иш-паалийити мәнавиятимизниң өчмәс изи болуп қалидиғанлиғида шәк-шүбһә йоқ.
Вәтинимиз Қазақстанда яш әвлат риқабәткә толуп-ташқан аләмшумуллаштуруш дәвридә қанчилик сәп түзәш иқтидариға еришти? Яки капиталистик түзүм кәлтүрүп чиқарған мәнивий боһран уларниму тәнтиритип қойдиму?
Шу нәрсини етирап қилишимиз керәкки, мустәқил Қазақстанда истиқамәт қиливатқан уйғур миллитиниң мәнавияти һәқиқий рәвиштә салмақлиқ, риқабәткә қабил, миллий мәнпийәтләрни туғ қилиш сүпәтлиригә егә болалмиса, Қазақстан мәнавиятиниң тәрәққиятиға өз һәссисини қошалмай, қәғәз йүзидила қелиш еһтимали бар.
Қазақстан диярида һөкүмитимиз тәрипидин маддий һәм мәнивий қоллап-қувәтләшкә егә миллий мәтбуатимиз, миллий театримиз бар. Бу саһалар бир-биригә маслашқан һалда миллий маарипни тутқа қилип, иш елип баралмиса, өзимиз йоқ дәвирдә уларниңму йоқилип кетишигә бүгүндин зәмин һазирлиғанлиқ болиду.
Миллий мәнавиятимизниң һәммә саһалирида дегидәк кадр тапчиллиғидин келип чиққан мәнивий боһран һөкүм сүрмәктә. Һәтта милләткә варислиқ қилиш әнъәниси һалакәт гирдавиға келип қалди. Бу һәрбиримизниң миллий даиримиздики мирасхорлуққа, варислиққа үзә қариғанлиқ җәрияниниң ақивити.
Варислиқ, мирасхорлуқ. Әлвәттә, бу ғайәт чоң уқум. Миллий қәдрийәтлиримизни қәдирләп, миллий мәнпийитимизни қоғдалайдиған варисларни тәрбийиләш муһитини уйғур җамаәтчилиги өзи шәкилләндүрүши керәк еди. Һөкүмитимиз яритип бәргән имтиязларни толуқ пайдиланған һалда, бу җәриянниң бешида зиялилар карван бешида болуши тегиш еди. Мана һәш-пәш дегичә Қазақстан мустәқиллигиниң тәңтушлири жигирмә сәккиз яшқа кирди. Әпсуслиниш билән тәкитлинидиған һәқиқәт шуки, мошу жиллар мабайнида миллий тәрәққият «компасини» дадил тутуп йетәкләйдиған мәнивий күч қелиплашқини йоқ. Тағар-тағар арзу-үмүтләр қачиланған миллий мәнпийәт һарвусида тизгинни тутқанларниң арисидики салаһийәтликлири азгал-чоңқурға йолуқса, йөләп чиқиришниң орниға, әксичә, питнә-пасат тараттуқ, һәр түрлүк амаллар билән чирмақ селип, һарвудин чүширивелиш койида жүрдуқ. Нәтиҗидә тизгин қолиға өткән салаһийәтсизләрниң «дап-думбиғи билән нахшисиға» җор болуп, асасий ғәм-тәшвишлиримизни қайрип қойдуқ. Ақивәт һарвумиз тик яр гирвигидә, һалакәт гирдавида туруп қалди…
Һәр икки типтикиләр өзимизниң арисидин чиққан, томурида бизниң қенимиз, өз җәмийитимиздә тәрбийиләнгәнләр. Пәқәт җамаәтчилик еңида «ақни – ақ, қарини – қара» дәп айрийдиған «таразиниң» йоқлуғи, паҗиәлик тарихимиз қелиплаштурған сәвийәмиздики психологиялик алаһидиликләр миллийлик һарвусиниң өзигә хас йолини тепивелиштин мәһрум қилди.
Һәрқандақ милләтниң өзгиләр алдидики аброй-инавити, сапаси билимлик, мәрипәтлик адәмлири – зиялилар қошуни билән өлчиниду. Бир шәхс яхши мутәхәссис, өз кәспиниң маһири болуши мүмкин. Амма жүригидики миллитигә болған көйүнүшкә, иш-һәрикәт, паалийитиниң қилчилик болсиму яратқан хәлқигә пайда елип келишигә бағлиқ миллий мәнпийәт өлчими билән баһалинидиған тәрәпләр бар. Һаятимда көп нәрсини үгәткән бир акимиз атисидин қалған төвәнки ибарини дайим ейтатти: «Яхшилиқ қилиш қолуңдин кәлмисә, яманлиқ қилма».
Чоңқур мәналиқ ибарә. «Пайдаң тәгмисә, зиян кәлтүрмә» дәп чүшинип, милләткә нисбәтән ойлап бақайличу?.. «Ана тилиңни унтума, миллий аилини шәкилләндүрүп, миллий тәрбийини җарий қил. Бала-чақа, нәврә-чәврилириңни ана тилида оқут, миллий нәширлириңгә муштири бол. Миллий театриңниң тамашибини бол. Әвладиң сениңла мирасхоруң болмай, миллийлигини йоқатмай6 милләтниң вариси болсун…». Бу – хәлқигә нисбәтән «зиян қилмай» дәп ойлайдиған һәрбир уйғурниң вуҗудидин яңраватқан виждан чақириғи. Тәнтиригән тәнләрдики тенигән роһниң нидаси…
Миллий муһит, биринчи новәттә, аилидин башлиниду. Кәлгүсимиз бүгүнки бөшүктики балилиримизға бағлиқ екәнлигини ядимиздин чиқирип, әң әһмийәтлик вә әһмийәтсиз ишларниң орнини алмаштуруп, қалаймиқан һаят тәризини қелиплаштурдуқ. Җәмийәтлик паалийәтләрниң алдинқи сепидә жүргән айрим зиялилиримизниң ейтқини билән әмәлияти тоғра келивәрмәйдиған болуп қалди. Милләт алдидики мәнивий һоқуқни толуқ һис қилмай, милләткә көйүнүп, минбәрләрдә җараңлиқ сөзләрни ейтип жүргән айрим уйғур зиялилириниң балилири рус мәктәплиридә билим алди, өйдә рус тилида мунасивәт қилиду. «Милләтниң зиялиси» дәп өзини һесаплиған һәрқандақ шәхс биринчи новәтттә өзи вә аилиси арқилиқ башқиларға үлгә болуши керәк еди. Әпсус, әмәлиятимизда ундақ болмиди…
Айрим зиялилиримизниң сәвийәсидә өз саһасида миллий мәнпийәтләрни туғ қилған варис, шагиртларни тәрбийиләштин көрә, «иссиқ орнидин» айрилип қалмаслиқ әндишә-вайими үстүн кәлди. Миллий мәнавиятимизға аит саһаларда «монополияләштүрүш» ағриғи жуққанлар ана тәбиәтниң «әвлат алмишиш» қанунийитиниң маһийитигә чөкүп баққуси кәлмиди. Варислиқ жипини улаш, мирасхорлуқ көрүгини асраш мәсилилиригә еһтиятсизлиғимиз түпәйли кәткәнләрниң азду-тола изи қелип, кәлгәнләрниң изнасиму көрүнмәй қалди. Ақивәттә миллий даиримиздики йоқитиш, җудалиқлар көпәйгәнсири, миллий мәнавиятимиз сәргәрдан қелипини кийди. Мәнавиятимизни сәрсанчилиққа учратқан қандақ сәвәпләр екәнлигигә нәзәр ағдуруп бақайли. Бу мәсилидә мениң шәхсий ой-пикрим төвәндикиләргә нуқтиланди.
– Миллий қәдрийәтләрни туғ қилған миллий аилә шәкилләндүрүшни тәшвиқ қилидиған җамаәтчилик пикирни қелиплаштуралмайватқанлиғимиз. Аилә әзалириниң милләт алдидики җавапкәрсизлик, бепәрвалиқ мәвқәсиниң моҗутлуғи;
– Миллий маарипниң милләт истиқбалиниң капалити екәнлигини толуқ һис қилмайватқанлиғимиз. Миллий даиримиздики аҗизлиқлар түпәйли, һөкүмитимиз яратқан имтияз, һәқ-һоқуқлиримиздин толуқ пайдилиналмайватқанлиғимиз;
– Җәмийәтлик тәшкилатлар паалийитиниң йөнилишини миллий тәрәққиятниң көрсәткүчи әвлат тәрбийисигә, миллий маарипқа мәркәзләштүрәлмәйватқанлиғимиз;
– «Етирап қилиш» еңини йетилдүрүш арқилиқ дилида оти бар иқтидарлиқларни карван алдиға чиқиришқа кашила болған мәпкүримизни чирмавалған «тәңситмәслик», «көрәлмәслик» кесәлликлиридин қутулалмайватқанлиғимиз.
Қисқиси, қариму-қаршилиқларға, зиддийәтләргә толуп-ташқан җәмийитимизниң әйни дәвирдики нәпәси һәрбиримизни ойландурмай қоймайду, әлвәттә, ойландуриду. Шундақ екән, ойлинайли.
Азнат ТАЛИПОВ.
Алмута шәһири.