Йеңи дәвир һарписидики «Садаий таранчи».

Кеңәш Иттипақи тарихидики муһим вақиә — Февраль инқилавидин кейин җәмийәттики өзгиришләрни милләт мәнпийити йолида пайдилинип қалмақчи болған бир топ илғар зиялилар бирлишип чоң изгү ишларни қолға алиду.Җәмийәттики иҗтимаий дәриҗисидин қәтъий нәзәр бир мәхсәт үчүн тәр төкүшкә бәл бағлиған улар хәлиқни саватсизлиқ, наданлиқ, җаһаләт чаңгилидин қутулдуруш үчүн наһайити көп әмгәк қилишқа тоғра келидиғинини яхши чүшәнди. Кеңәш идеологияси йол бәрмигәнлиги үчүн шу дәвирниң илғар байлири, роһаний өлималири һәққидә мәлуматлар наһайити аз. Шуңлашқа Һүсәйинбәг Юнусов, Мәрүп Мәсуди, Асим Дамолиниң иш-паалийитигә бүгүнки күн нуқтәий нәзәридин баһа бериш тәләп қилиниду.
«…Һәммә җамаәтчилик ишлирини башқуруп туридиған «Миллий шора» тәшкил қилинди. Җүмлидин «миллий сәрмайә» дәп атилидиған миллий капитал моҗут болди, бу сәрмайә мәктәпләргә, мәтбуат вә башқиларға хираҗәт қилинидиған болди. «Садаий таранчи» гезитиниң асаси селинди. Бизниң «Садақ» намлиқ ишчи журналиниң рәһбири З.Беширий (татар язғучиси) редактор болди. Буниң оргини – «Миллий шора». Ейтқандәк, «Садаий таранчи» гезити Октябрь өзгиришигә қәдәр пәқәт иккила қетим чиқишқа үлгәрди. Бу санларда Һ.Юнусовниң «Милләт оғлиниң милләт оғлиға хети» намлиқ мақалиси бесилди. «Садаий таранчиниң» қалған санлири Октябрь өзгиришидин кейин (6- яки 7-санларға қәдәр), әлвәттә, бәзибир мақалә вә шеирларниң мәпкүрәвий камчилиқлирини һесапқа алмиғанда, өзгиришни яқлап чиқишқа башлиди. Гезит литограф усули билән нәшир қилинди вә ахча бәлгүлирини нәшир қилиш үчүн Йәттису облуслуқ Совнаркоми литографияни елиш мунасивити билән гезитни чиқириш тохтитилди.СНКниң қарариға бенаән гезитни типография уссули билән чиқиришни тәмин қилимиз дәп вәдә бәргән еди. (Бу гезитларниң нусхилири Яркәнттә чиқидиған «Колхозчилар авази» гезитиниң редакциясидә сақланған болуши керәк. Гезит башқа чиқмиди…» («Абдулла Розибақиев-120» китави. 283-бәт).
Кеңәш һөкүмитини Йәттису тәвәсидә орнитиш һәрикәтлириниң паал иштракчиси, большевик, 1918-жилдики «Заря Свобода» гезитиниң дәсләпки муһәррири Р.Маречек өз хатирилиридә мундақ язиду:
«Дәсләпки күнләрдә һәрбий революциялиқ комитет үчүн пул мәсилиси җиддий мәсилиләрниң бири еди.Түркстан Республикиси Хәлиқ Комиссарлири Кеңишигә (СНК) мәбләғ мәсилиси бойичә Ташкәнткә мураҗиәт қилғинимизда, Колесовниң имзаси билән «Өзәңларни мәбләғ билән тәминләшни билмисәңлар, силәрниң большевик болмиғиниңлар». Биринчи мәнбә – һөкүмәтни ағдуруш вақтида банкилардин тартип елинған пул еди. Иккинчи мәнбә – Верный байлиридин мусадирә қилинған алтун-күмүч, пул еди. Әйни вақиттики чиқимларни йепиш үчүн бу мәбләғ йетишмәтти, әлвәттә.
Йәттису несийә бәлгүлирини чиқириш һәққидә ойлаш керәк еди. Шәһәрдә литография вә литография мутәхәссислири болидиған. Гребенщиков ахча бәлгүлирини бесишни тез йолға қоюп, 1-3-5-10 вә 50 рубль нәрқидики ахча бәлгүлири бесилишқа башлиди. Ахча бәлгүлиридә бизниң финанс комиссари Пономаревниң, һәрбий комиссар Бересневниң, Хәлиқ Комиссарлири Кеңишиниң (СНК) рәиси Быковниң имзалири болидиған…
Несийә билетлирини бесиш һәққидә Йәттису вилайити Финанс комиссариниң қарари 1918-жили 18-апрельда чиққан болсиму һәрбий һәрикәтләрниң башлиниши түпәйли 28-апрельда «Заря Свобода» (№40) Вилайәтлик гезитида бесилди (Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Архиви, ф-811,Оп-4, Д-107, Л-4).
Маречек тәкитлигән һәрбий һәрикәтләр апрель ейиниң оттурилирида йеңи һөкүмәткә қарши йүз бәргән вақиәләр еди.1918-жили апрельда Верный қорғиниға болған һуҗумдин кейин «Казак вә таранчиларниң исияни» дегән уқум шәкиллинип қалғанлиғини шу дәвирдики рәсмий һөҗҗәтләр дәлиллимәктә. Һакимийәт үчүн қариму-қаршилиқ күчийип, кона түзүмни яқлиғучилири билән йеңи түзүмни орнатқучилар арисида җиддий күрәш кетип барған вақитта Һәмра Ферединов рәислигидә вә Абдулла Розибақиев катиплиғида ишчи таранчиларниң умумий жиғинида «Заря свободы» гезитида иттипақ намидин «ишчи таранчи аһалиға ишчи хәлқиниң дүшмәнлири, әксил инқилапчилар тәрипидин тарқитиливатқан иғва ғевәтләргә ишәнмәслик, уларниң тәсиригә берилмәслик тоғрилиқ мураҗиәт елан қилиниш» қарари елинған еди. Хәлқимизниң көп қисми қандақ һакимийәт келип, қандақ һакимийәтниң кетиватқинини техи ениқ чүшинип кәтмәтти. (Бу жиғинниң протоколи гезитимизниң өткән санида Ершат Әсмәтовниң «Әсирләр садаси» мақалисида йезилди). Шу жиғинда Иттипақниң 490 әзаси тәрипидин «Садаий таранчи» гезити Йәттисудики мусулманларниң бирдин-бир оргини болғанлиқтин, вилайәттики барлиқ мусулманлар Хәлиқ һакимийитиниң барлиқ декретлири вә башқиму сәясий вақиәләр һәққидә гезит арқилиқ мәлуматларни елип туриду. Бу ишчи мусулманларни сәясий тәрбийиләш үчүн керәк болғанлиқтин, умумий жиғин типографиялик услуб билән мошу гезитни чиқиришни давамлаштурушни тоғра дәп һесаплайду.
Редакцияниң әзаси гр. А.Розибақиевниң тәкитлишичә, редакциядә басмихана вә гезитни тарқитиш почта хизмәтлири үчүн мәбләғ йоқлуғи түпәйли, һәртәрәплимә муһакимидин кейин тохтам қилинди: гезитни мәбләғ билән тәминләш үчүн 5000 рубльни заем сүпитидә ярдәм беришкә Ишчилар, Солдатлар, Деханлар вә Мусулманлар депутатлири кеңишигә илтимас қилип мураҗиәт қилинсун», дегән қарар қобул қилинған.
Бу қарар билән дәсләп Верный шәһириниң Ишчилар, Солдатлар, Деханлар вә Мусулманлар депутатлири кеңишигә (Совдепиға) мураҗиәт қилинди. Әнди Совдепниң төвәндики протоколиға нәзәр ағдурайли.
Протокол 15
Верный Солдатлар, Ишчилар, Деханлар вә мусулманлар кеңишиниң жиғини
28-май, 1918-жил Журавлевниң рәислигидә вә Удинцевниң катиплиғида 58 адәмниң қатнишиши билән өткүзүлгән жиғин кәчқурун саат 3тә ечилди.

  1. Таранчиларниң қарари вә «Садаий таранчи» гезитини чиқириш үчүн 5000 рубльни заем сүпитидә бериш өтүнүши җакаланди.
    Ораторлар уларни қоллап-қувәтләш керәклигини, бу ишни вилайәтлик иҗраий комитетқа тапшуруш керәклигини тәкитлиди. Йолдаш Минскийниң тәкливи: Вилайәтлик иҗраий комитетқа қоллап-қувәтләш вә тез арида 5000 рубль миқдарида пул аҗритиш өтүнүши билән кириш керәк.
    Қарар қилинди: тәклип қобул қилинди.
    (Алмута вилайәтлик дөләт архиви. Ф-489,оп-1,д-17, с-2, л-93).
    Бу вақитта Вилайәтлик иҗраий комитети (Облисполком) әндила вуҗутқа кәлгән еди.
    Йәттису иҗраий комитети (Исполком) Ленинға Николай Быковниң имзаси билән 1918-жили 26-майда төвәндики мәзмундики телеграмма йоллайду:
    «Йәттису вилайитиниң Верный шәһиридә уезд вә шәһәр вәкиллиридин алий қанун вә назарәт оргини – 21 адәмдин тәркип тапқан вилайәтлик иҗраий комитет (Облисполком) қурулди. Большевиклар – 19. солчи эсерлар – 2. Вилайәтлик комиссарларға башқуруш бийлиги тапшурулди. Казак, буржуйларниң, әксил инқилапчиларниң исияни шәпқәтсиз бастурулмақта. Кеңәш һөкүмитиниң мустәһкәмләш үчүн 200 – 500 Кронштад матрослирини әвәтишни сораймиз. Қириқ миллион ахча бәлгүлирини әвәтиш һәққидә дәрһал буйруқ беришиңизни өтүнимиз. Биздә тәминат бар, әпийүн, жуң, мал-варан вә терә. Йәттису бай өлкә…».
    Мошу йәрдә «Вилайәтлик иҗраий комитет «Садаий таранчи» гезитини нәшир қилиш тәкливини қобул қилдиму?», «Абдулла Розибақиевтәк аңлиқ зиялиларниң гезитни давамлаштуруш иши йерим йолда немишкә тохтап қалди?» дегән соалларниң туғулуши тәбиий.
    «Ташкәнт җәңгивар отряди» дәп атилидиған җазалиғучи отрядниң командири Митрофан Мураев хәлқимизниң «җаллити» ретидә ейтилсиму, униң Йәттису вилайитиниң Пәвқуладдә Комиссари сүпитидә атқурған иши, Пәвқуладдә Комиссарниң чәксиз һоқуқлири һәққидә наһайити аз йезилди.
    Мураев өзини мәркәзниң адими ретидә йәрлик иҗраий комитеттин үстүн қоятти. Йәрлик һакимийәт оргиниға униң билән һесаплишишқа, униң буйруқлириға бойсунушқа тоғра келәтти һәм униң келишимисиз һеч иш әмәлгә ашматти. Аддий ишлар бойичә Мураевниң намиға язмичә йезилған өтүнүшләрниң архивлардин тепилиши бизниң шундақ хуласигә келишимизгә зәмин болмақта.
    Шундақ қилип, Йәттису тәвәси бойичә чәксиз һөкүмранлиққа егә Пәвқуладдә комиссар Мураевниң май ейиниң ахирида «уйғурларни җазалаш» қанлиқ жүрүши башлинип кәтти. Гезит мавзусидин жирақлап кәтмәй, шуни ениқ ейтишқа болидуки, Абдулла Розибақиевниң «Садаий таранчи» гезитини давамлаштуруш иши Вилайәтлик иҗраий комитетиға йәткәндә, Мураевниң Йәттису тәвәсидики һөкүмранлиғи башлинип, өлкә қизил қанға боялди. Миңлиған аяллар тул, наресидә балилар житим қалди. Наһайити көп қизлар вә аяллар қизил әскәрләр тәрипидинла әмәс, Россияниң ички өлкилиридин келип орунлашқан рус деханлири тәрипидин «олҗа» қилинди, аилә асриғучисидин айрилған көплигән аилиләр өйлиридин қоғлинип, қачақларға айланди. Баш-панасиз қалғанларниң, житим-йесирларниң ачлиқтин өлүп кетиш ховупи туғулди. Гезитни давамлаштурушни көңлигә пүккән Абдулла Розибақиевниң ой-хияли хәлиқ ғемида қалғанлиқтин, бу мәсилиниң орунлиниш қәрәли кейингә қалдурулиду.
    Хәлқимизниң бешиға чүшкән шундақ күлпәтлик күнләрдә Абдулла Розибақиев өз хәлқи үчүн қанчилик җанпидалиқ көрсәткәнлигини төвәндики һөҗҗәтләр тәстиқләйду:
    Мандат 112
    Мусулман ишчилири вә солдатлири депутатлири Д.Салтанаев, А.Розибақиев, Г.Абубакиров вилайәтниң Һәрбий қисимлириниң команданиға қачақ мусулман аяллириниң паҗиәлик һалитини муһакимә қилиш үчүн делегеция ретидә әвәтилгәнлигини имза вә мөр билән тәстиқлиниду.
    Рәис. Имза
    Катип
    31-май 1918-жил. Верный шәһири
    Бир күндин кейин төвәндики һөҗҗәткә Мураевниң имзаси қоюлиду.
    Мусулман ишчи, солдатлириниң иҗраий комитетиға
    Қарши бәттики әризигә мунасивәтлик, силәргә һәрхил шәхсләрниң қолидики қачақ-мусулман аял-қизлирини азат қилиш һоқуқи тапшурулиду.
    Йәттису вилайитиниң пәвқуладдә комиссари Мураев.
    Адъютант Затыльников
    1-июнь 1918-жили, Верный шәһири.
    (Алмута вилайәтлик дөләт архиви. Ф-489, оп-1 д-126 с-9,л-91).
    Бу һөҗҗәтниң төвәнки тәрипигә мундақ сөзләр йезилиду:
    Һазирқи һөҗҗәткә асасән яманларниң қара нийитиниң бегуна қурванлириға айланғанларға һисдашлиқ билдүридиған барлиқ гражданларға мусулман аял-қизлири һәққидә һәрқандақ мәлуматни, қәйәрдә кимниң қолида екәнлигини Мусулман ишчилири вә солдатлири депутатлириниң иҗраий комитетиға хәвәр беришиңларни өтүнимән.
    Мусулман ишчилири вә Солдатлири депутатлири иҗраий комитетиниң рәиси.
    Имза
    Йәнә бир һөҗҗәт:
    Мусулман ишчи, солдат депутатлириниң тәшкилий комитети
    5-июнь 1918-жил
    Верный депутатлар кеңишиниң иҗраий комитетиға
    Йәттису вилайитиниң пәвқуладдә комиссари Мураевниң №35 1-июнь 1918-жилдики қарариға бағлиқ һәрхил қоллардики мусулман аял-қизлирини азат қилиш бизгә тапшурулған. Һазир биздә шундақ 700гә йеқин аял жиғилди. Улар бош мәктәпләр билән өйләргә орунлаштурулғини билән ачлиқниң дәрдини тартиватиду. Көрситиливатқан ярдәм наһайити аз, деңиздики тамчини әслитиду. Шуңлашқа умумхәлиқ һөкүмити тәрипидин ярдәм берилиши керәк. Жуқарқи ейтилғанлар асасида 700 адәмниң қосиғини тойдуруш үчүн вақитлиқ тамақландуруш пунктини ечишқа Иҗраий Комитетниң 15000 рубль бөлүшини өтүнимиз. Мәбләғ бөлүнгән тәғдирдә мусулман солдат-ишчилири вә Таранчи Иттипақи бу ишниң тәшкиллинишини өз зиммисигә алиду.
    (Ф-489,оп-1 д126, с-9 л-59).
    Шундақ вәһимилик күнләрдә гезит чиқириш мәсилиси кейингә сүрүлсиму, күн тәртивидин чүшкини йоқ. Тәхминимизчә, «Ату» паҗиәсидин кейин «Таранчи авази» дегән нам Йәттису тәвәсидики Кеңәш һөкүмитиниң айрим әзалириниң еңидин өтмәй қалған болуши вә барлиқ мусулманларға ортақ мәтбуат оргинини барлиққа кәлтүрүш мәсилиси алдинқи орунға чиққан болуши мүмкин.
    Мусулман ишчилири, солдатлири депутатлириниң тәшкилий комитети
    №662
    15-июнь 1918-жил Верный шәһири.
    Вилайәтлик нәширләр Комиссариға
    1918-жили 13-июньда вилайәтлик нәширләр комиссариниң қатнишиши билән өткүзүлгән жиғинда мусулман тилида гезит нәшир қилиш мәсилиси муһакимә қилинип, ой-пикир алмаштурулди.
    Қарар қилинди: Йолдаш Федотовниң пролетариат вә ишчи демократиясиға пайда беридиған башланмисини алқишлаш, барлиқ күч билән, идея һәм маддий җәһәттин қоллаш.
    Мусулман қисми бойичә гезит хадимлириға төвәндики шәхсләрни тәвсийә қилиш:
    С.Габбасов, С.Шакирджанов, К.Габитдинов, Б.Хисмутдинов, А.Розибақиев, А.Абдуразақов, Н.Мухамедиев, З.Баширов
    Рәис.
    «Садаий таранчи» гезитиниң дәсләпки сани җәмийәттә чоң сәясий-иҗтимаий өзгиришләр һарписида йоруқ көргәнликтин, бирәр идеологиягә хизмәт қилмиған. Буни Абдулла Розибақиевниң төвәндики сөзлири дәлилләйду:
    «…Биздә биринчи гезит «Садаий таранчи» намида Алмутида 1918-жилниң бешида чиқти. Бу вақитта Йәттисуда байларниң вақитлиқ һөкүмити пүтмигән еди. Большевиклар қозғилишиниң алди еди. Бу гезитни чиқарғучи – уйғур хәлқи жутдарчилиғиниң бешида турған вилайәт таранчи-туңган комитети нә ишчи-дехан йолини вә вақитлиқ һөкүмәт йолини туталмай «арисалда» қалған вақитта, униң гезитиму шу «арисалдилиқниң» әксини берип, бәш номер чиқип тохталди. Кейинки икки номери һакимийәт Шораға өткәндин кейин чиқип, Шора йолини тутушқа тәмтиләп бақсиму, таранчи-туңган комитети йепилиши билән «Садаий таранчиму» тохтиди («Абдулла Розибақиев-120» китави.54-бәт»).
    Әлвәттә, коммунистик түзүм дәвридә «миллий мәнпийәткә хизмәт қилған» дәп йезиш мүмкин әмәс еди. Шундақ язған тәғдирдә милләтчиликтә әйипләнгән болатти. Амма «Садаий таранчи» гезитини бәрпа қилишқа қатнашқан Абдулла Розибақиев бу әйипләрдин хали болғини йоқ. Қазақстан Җумһурийити Президентиниң архивида Қадир һаҗи Һашимһаҗиевниң Абдулла Розибақиевқа чаплиған яла-төһмәтлири бойичә елип берилған тәкшүрүш нәтиҗилири көрситилгән муһим бир һөҗҗәт сақланмақта. Хәлқимизниң тонулған алими Коммунар Талиповниң «Тарих савақлири яки өтмүшсиз келәчәк йоқ» дегән китавида шу һөҗҗәт ихчамлап берилгән. Төвәндә һөҗҗәтниң «Садаий таранчиға» мунасивәтлик қисминила кәлтүрүп өтимиз.
    А.Розибақиевни әйипләш факти бойичә тәкшүрүшниң нәтиҗилиригә бағлиқ ВКП(Б) Қазақ өлкилик назарәт комиссиясиниң әзаси С.Б. Бекбатыровниң хети.
    Алмута шәһири 1929-ж 13-декабрь
    Уйғур тилида нәшир қилинидиған «Қутулуш» гезитиниң 47 – 50-санлирида йолдаш Һашимһаҗиев Қадирһаҗиниң «Партия сепигә өтүп, пролетариат йолини торима» сәрләвһилик мақалиси бесилған. Мәзкүр мақалида ВКП(б) әзаси йолдаш Һашимһаҗиев йолдаш Розибақиевни бирқатар җинайәт вә қилмишларда әйиплигән. Жүргүзүлгән тәкшүрүшләр нәтиҗисидә төвәндикиләр ениқланди:
    …Әйипниң 3-пункти: Йолдаш Розибақиев 1917 – 1918-жиллири милләтчи гезит «Садаий таранчиниң» редколлегия әзаси болған. Йолдаш Розибақиев һәқиқәтән Таранчи комитетиниң оргини һесапланған «Садаий таранчи» гезитиниң редколлегиясидә болған. Амма у Таранчи комитетиниң вә «Садаий таранчи» редколлегиясиниң тәркивидә қисқа вақит болуши җәриянида Таранчи комитети рәһбәрлириниң (Һүсәйинов вә башқилар (Һүсәйинбәг Юнусов нәзәрдә тутулуватиду – муәллипләр) милләтчилик тенденциялиригә қарши Кеңәш һакимийити ғайилири вә шиарлирини жүргүзүшкә һәрикәт қилған.
    Әйипниң 4-пункти: Йолдаш Розибақиев «Садаий таранчи» гезити йепилғандин кейин қалған 9-10 орам қәғәзни мечит подвалиға йошуруп, Кеңәш һакимийитиниң башқа һакимийәт билән алмишишини күтүшкә башлиған. Униң мәхсити милләтчи «Садаий таранчи» гезитини қайтидин чиқириш еди. Бу фактму тәстиқләнмиди, әксичә, шу нәрсә ениқландики, «Садаий таранчи» гезити йепилғандин кейин қалған қәғәз толуғи билән «Кәмбәғәлләр авази» гезитини чиқириш үчүн пайдилинилди.
    ҚЖПА,ф 719. Оп.1, Д1314. Л.14-15. Әсли нусха. Машинкида бесилған.
    Иҗтимаий – Сәясәт Тарихи Россия Дөләт Архивида (РГАСПИ) сақлиниватқан 1922-жили Сталинға йолланған хәттә Абдулла Розибақиев вә Масанчи билән бирликтә Қадир һаҗи Һашимһаҗиевниң исим-шәрипи йезилған. Миллий мәнпийәт йолида А Розибақиев һечкимни бөлмигән.
    Абдулла Розибақиев Октябрь инқилавиниң идеялиригә чәксиз ишәнгән. Марксизм-Ленинизм йоли арқилиқ пүткүл уйғур хәлқини йеңи тәрәққият балдиғиға елип чиқмақчи болған. Хәткә тәпсилий тохталмай, әң ахирқи қисмини өз әйни бойичә кәлтүрүшни тоғра көрдуқ:
    «…Я выдвигаю следующие положения и прошу
    вас, тов. Сталин, оказать Ваше возможное содействие в осуществлении их:
  2. Создать при ЦК КПТ или хотя бы при Семиреченск. Обкоме КПТ Центральное Бюро уйгурских коммунистических секций, обеспечив материально издание им одной еженедельной газеты на уйгурском языке.
  3. В партийном порядке разрешить организацию нашей конспиративной работы среди подпольных революционных организаций Кашгарии и Джунгарии, поручив это Ц.Б. Уйг-комсекции или отдельному ему ответственнейшему работнику по персональному назначению.
    Необходимо объединить работу среди молодежи Кашгарии и Джунгарии, которая ведется сейчас Коминтерном Молодежи.
  4. Принципиально согласится с созывом конспиративного съезда подпольно-революционных организаций, на котором выработать план дальнейшей работы в условиях местности.
    Члены Ц.И.К. Советов Туркреспублики
    Председатель Областного Комитета Ревсоюза «Уйгур-Каши-Джунг р-х»
    А. Розыбакиев – Пред.б. ЦК Союза член К.П. с 1918г.
    М. Массанчи – Член -»- 1918г.
    К. Хашим-Хаджиев – активн. паб. Кашгарии -»- 1920г.
    Г. Москва 11 ноября 1922г.»
    RGASPІ,f.62,op.2,d.64,l.27-39
    Көрүнүп турғинидәк, бу хәттиму гезит мәсилиси биринчи пунктта тәкитләнгән.
    Абдулла Розибақиевниң 1925-жили 8-июньда «Кәмбәғәлләр авази» гезитиниң төрт жиллиғи мунасивити билән язған мақалисиниң мәзмуни төвәндикичә:
    «21-жили биринчи июньда Ташкәнттә пүткүл Оттура Азиядики уйғур уюшмилириниң съези ечилип, һәммә уйғур хәлқи (алтишәрлик, таранчи, туңганлар) бирлишип, инқилавий, мәдәний вә сәясий йолни бириктүрди, уйғур союзи ечип, мәркизий комитет сайлиди.
    Мана мошу съезға беғишлинип 21-жили биринчи июньда Ташкәнттә «Кәмбәғәлләр авази» намида бир күнлүк гезит таш басмида бесилип чиқти. Бу һәқиқәтән биринчи мәртивә бирләшкән уйғур йоқсуллириниң биринчи авази еди.
    «Кәмбәғәлләр авази» байлар һөкүмити дәвридә майда байлиқ мәсләгидә (идеологиясидә) чиққан «Таранчи авази» («Садаий таранчи») орниға ишчи-дехан һөкүмити дәвридә пүткүл уйғур (алтишәрлик, таранчи, туңган) йоқсул вә кәмбәғәллириниң пүтүн Оттура Азия һәм Уйғурстанға чаңилдиған, таралған биринчи инқилавий «авази» болуп мәйданға чиқти. Шуниң үчүн «Кәмбәғәлләр авази» – уйғур хәлқиниң һәқиқий азатлиққа чиққинидин бәлгү бәргән биринчи аваз. Шуниң үчүн бизниң инқилавий мәтбуатимизниң тарихида «Кәмбәғәлләр авази» биринчи орунни алиду. Шуниң үчүн бизниң миллий инқилавий мәтбуатимизниң тарихи шу 1921-жили биринчи июньдин башлиниду»
    («Абдулла Розибақиев-120» китави. 55-бәт).
    Дана әдип «инқилавий» дегән сөзни бекар пайдиланмиған. Социалистик түзүм қуруш үчүн синипий күрәш овҗ алған (бир милләтни бай-кәмбәғәлгә бөлгән) дәвирдә «Кәмбәғәлләр авази» биринчи гезит болғини билән миллий мәтбуат тарихида у биринчи әмәс еди. Октябрь инқилавиниң роһида тарихий вәтинимиздики миллитимизниң сәясий-иҗтимаий һаятидиму чоң өзгиришләрни әмәлгә ашурушқа болидиғиниға чәксиз ишәнгән җәмийәт әрбаби бу гезитни «инқилавий аваз» дәп бекар тәкитлимигән.
    1918-жилдики рәсмий мәлуматлар бойичә, Йәттису вилайити турғунлириниң умумий саниға нисбәтән аһалиниң 4,2 пайизила саватлиқ болуп, 95,8 пайизи саватқа егә әмәс еди (ҚЖПА,ф-811, оп-20, д-235, л-10)
    Мана шундақ дәвирдә миллий мәнпийәтләрни туғ қилған «Садаий таранчи» гезити дунияға кәлгән еди. Униң сәясий-иҗтимаий өзгиришләргә толуп ташқан дәвирдә йеңилиққа интилишниң, ойғинишниң бир көрүнүши болғанлиғиға шәк-шүбһә йоқ.
    Риад ҚУРБАНОВ,
    Азнат ТАЛИПОВ.