Леким Ибрагимов: «Келәчигимизни ойлисақ, өтмүшимизгә қайтишимиз керәк»

Леким Һаким оғли Ибрагимов, 1945-жили Уйғур наһийәсиниң Кичик Дехан йезисида туғулған. 1971-жили Алмутида Н.Гоголь намидики бәдиий училищени, 1977-жили Ташкәнттә Н. Островский намидики Дөләт театр вә рәссамчилиқ институтини тамамлиған.

Шуниңдин буян рәссам көплигән җумһурийәтлик, хәлиқара көргәзмиләрниң дайимий қатнашқучиси. У 1998-жили Өзбәкстан Бәдиий сәнъәт академиясиниң алтун медали билән тәғдирләнди. Шу жили Парижда болуп өткән хәлиқара рәссамлар Қурултийиға қатнашти. 1999-жили Леким Ибрагимов Өзбәкстан Бәдиий сәнъәт академиясиниң академиги атиғини елишқа муйәссәр болди. Рәссамниң әсәрлири Германия, АҚШ, Италия, Австрия, Япония, Израил, Һиндстан вә Россияниң шәхсий мирасгаһлиридин орун алған.

Өзбәкстан хәлиқ рәссами, Россия Бәдиий академиясиниң Пәхрий әзаси, Өзбәкстан Рәссамлар иттипақиниң әзаси, академик.

Леким Ибрагимовниң иҗадийәт нәмунилири нурғунлиған тәсвирий сәнъәт мухлислириниң диққитини өзигә җәлип қилмақта. Йеқинда у Алмутиға кәлгән екән. Рәссамниң бу қетимқи сәпиридә биз униң билән сөһбәтлишиш имканийитигә егә болдуқ.

 

Шәмшидин Аюпов.

«Уйғур авази»

– Леким ака, сөһбитимизни сизниң қандақларчә рәссамлиқ сәнъитигә иштияқ бағлап қалғанлиғиңиздин башлисақ.

– Балилиқ чеғим өткән қедимий уйғур йезиси — Кичик Ачиноқиниң (һазирқи Кичик Дехан — Ш.А.) гөзәл тәбиити, устазлиримниң бәргән билими, ата-анамниң тәлим-тәрбийиси һәм уруқ-туққанлар арисида сазәндиләрниң, момилиримниң ичидә кәштичилик билән шуғулланғанларниң болуши мениң рәссам болуп йетилишимгә мәдәт бәргән болса керәк дәймән. Мошу йәрдә йәнә бир ейтип кетидиған нәрсә, бир күни йезимизға бирнәччә рус устиси келип, йеңидин селиниватқан клубниң безәш ишлирини қолға алди. Бизниң өй клубқа йеқин болғанлиқтин, һәр күни дегидәк мән уларниң йениға беривалаттим. Анда-санда зал ичидә чечилип ятқан ақ қәғәзләргә, өзәмчә уларни әгишип, охшисун-охшимисун, бир нәрсиләрни сизип қояттим. Гайида улар маңа һәртүрлүк рәсимләрни, фигуриларни сизип көрситәттидә, андин әшу териқидики тапшурмиларни берәтти. Мән шу күнила берилгән рәсимләрни, пәмимниң йетишичә, сизип чиқип, уларға көрситип, пикирлирини аңлашқа алдираттим. Қисқиси, һәр күни дегидәк әйнә шу рус устилириниң қешида жүрүп, рәссамчилиқ сәнъитигә һәвәс бағлап қалдим. Кейинирәк, дәсләп Кәтмән, андин Чарин, Ақсу, Чонҗа йезилирида ишләватқан кәспий рәссамлардин тәлим-тәрбийә алдим.

– Өз иҗадийитимни дәсләп графикидин башлидим. Ойлап көрсәм, һаятимниң 30 – 40-жилини мошу саһаға беғишлаптимән. Әнди мой қәләмгә тутуш қилған өткән әсирниң 90-жиллири тарихий Вәтинимизгә берип, «Миң өйни» зиярәт қилип кәлгәндин кейин, өзәмгә чоң йеңилиқ тапқандәк болдум. Шуниңдин бери «Миң өй» роһини мой қәләм арқилиқ әсәрлиримгә җүръәт вә җошқун иҗтиһат билән сиңдүрүшкә тиришип, интилип келиватимән. Шәриқ миниатюрилиридики әҗайип шәкилләр мени илһамландурди. Миниатюриларда, қедимий сүрәтләрдә әҗдатлиримиз вақиә яки мәнзириниң реал көрүнүшини пәқәт сизипла қоюшни мәхсәт қилмиған. Улар вақиәләрдики роһий һәқиқәтләргә, һәрбир сизиқниң жанлиқ болушиға, рәңләр җилвисигә алаһидә етивар бәргән. Демәк, һәрбир сизиқта мәлум бир вақиә, көрүнүш әкис етилгән дегән сөз.

– «Миң өйдики» рәсимләр әҗдатлиримиздин қалған бүйүк мирас екәнлиги талашсиз. Әнди бүгүнки уйғур рәссамлири әйнә шу бай сәнъәткә варислиқ қиливатиду, дәп ишәшлик ейталамсиз?

– Раст, мундақ бай сәнъәткә варислиқ қилиш, әлвәттә, асан әмәс. Мениң көзқаришимчә, әйнә шу әҗдатлар иҗадийитиниң муқәддәс роһи бизни алға башлимақта. Әгәр дуниявий тәсвирий сәнъәт тәрәққияти һәққидә сөз қозғисақ, дунияда икки асасий жирик йөнилиш, йәни европилиқ вә уйғурчә йөнилиш моҗут. Биз, уйғур рәссамлири, европилиқ йөнилиштә он-жигирмә жил оқудуқ. Гәп йоқ, бу йөнилиштә билим алған көплигән талантлиқ рәссамлар бар. Бирақ бу йөнилиш арқилиқ һечқайсимиз дуния сәһнисигә чиқалмидуқ, қопал ейтқанда, униң бизгә пайдисиму болмай қалди. Шуңлашқа һәрбиримиз өзимизгә хас йолни тепип, пәқәт қедимий мәктивимизгә қайтиш керәклигини, йәни әҗдатлиримиз қалдуруп кәткән уйғур йөнилишидики мәктәпни тикләшниң һәм шуниңға тайинишниң зөрүрлүгини тоғра көрдуқ һәм ениқ һис қилдуқ. Мән бу пикирни чәт әлләрдә оқуватқан уйғур студентлириға лекция оқуған пәйтлиримдиму дайим тәкрарлаттим. Улар мени тоғра чүшәнди дәп ейталаймән. Ундақ болғини, бүгүнки күндә әйнә шу жигитләр, ейтайлуқ, мәлум бир кино чүшәрсә, униңға уйғур муқамлирини, миллий уссуллиримизни қошуп, униңға йеңичә түс берип дегәндәк иҗадий ишләп келиватиду. Қисқиси, әҗдатлардин қалған бүйүк мирасқа варислиқ қилиш – бизниң муқәддәс вәзипимиз.

– Миллий рәссамчилиғимизниң өтмүши билән бүгүнигә қандақ баһа берисиз? Келәчигигә қандақ үмүт бағлайсиз?

– Тәкитләш лазимки, «Миң өйниң» миңлиған сизиқлири моҗут. Биз уларни чоқум тепип, яшлиримизниң сәвийәсигә кичигидин сиңдүрүшимиз лазим. Бир сөз билән ейтқанда, әгәр келәчигимизни ойлисақ, өтмүшимизгә чоқум қайтишимиз керәк. Европида заманисида хәлиқни христиан динида қаттиқ тутқанлиқтин, улар алим-пазилларни өлтүрүп, яратқан әмгәклирини көйдүргән. Вақитниң өтүши билән уларму иҗадийәт адәмлирисиз тәрәққиятниң болмайдиғанлиғини чүшинип, йәни келәчигини ойлап, қайтидин өтмүшини тикләшкә йүзләнгән. Әгәр XV әсирдә, йәни Улуқбәг дәвридә, Сәмәрқәнттә бәрпа қилинған жирик обсерватория көйдүрүлүп, йәр билән йәксән қилинмай, бәлки билим вә илим-пәнни йүксәк дәриҗигә көтәргән болса, мүмкин, Айға биринчи болуп азиялик адәм чиққан болар еди.

Мәлумки, Кучада, Турпанда әҗдатлиримиз тәрипидин бәрпа қилинған бебаһа байлиқлиримизни, надир әсәр-әтиқилиримизни европилиқлар елип кетип, улардин көп нәрсиләрни үгәнди һәм өзләштүрди. Һә, биз болсақ, қолумиздики алтунниң қәдрини билмидуқ. Ениғирағи, уни сақлап қалидиған адәм чиқмиди. «Миң өйдики» миңлиған байлиқлиримизни өз қолумиз билән оюп-кесип чиқирип, әрзимигән пулға сетип, уларни ешәк вә төгиләргә артип, чәтәлликләргә дегән йеригә апирип бәрдуқ. Һазир уларни қайтурувалимиз десәк, миллионлап пул төләшкә тоғра келиду һәм униңға чамимизму йәтмәйду.

Раст, европилиқлар «Миладимизниң III – VI әсирлиригә тәәллуқ болған әйнә шу бебаһа мирасни Шәриқтин — уйғурлардин алдуқ һәм миниатюриниң асасини салғанму уйғурлар» дәп иқрар қиливатиду. Бу тоғрисида бирқанчә әсәрләр йоруқ көрди, каталоглар чиқирилди. Әйнә шу китапларни оқуғандин кейин көзүмиз ечилди.

Мәлумки, нурғунлиған мәнивий дурданилиримиз Францияниң, Англияниң, Германияниң, Италияниң мирасгаһлирида сақлиниватиду. Бәзидә «байлиқлиримизни чәтәлликләрниң елип кәткини тоғра боғанкән», дәп қойимән. Сәвәви, бүгүн әйнә шу бебаһа дурданилиримиз арқилиқ уйғурларни, җүмлидин униң мәдәнийитини дуния әһли тонуватиду һәм улар бизни надир мәдәнийәтни бәрпа қилған қедимий милләт сүпитидә етирап қилиду. Демәк, биз, уйғур рәссамлириниң, тайинидиған бүйүк мәктивимиз баркән, әнди шу «Миң өй» тамлириға сизилған рәсимләрдики тилсим сирларни қетиқинип үгинип, шу миллий йөнилишкә қайтип кәлмисәк болмайду. Шәхсән өзәм әйнә шу мирасгаһларни көздин кәчүрүп, китапларни оқуғандин кейин, шундақ ойға кәлдим.

Әнди Турпандики, Кучадики мәнивий байлиғимизни көрүп чиққандин кейин, өтмүшкә қайтмисақ болмайдиғанлиғиға йәнә бир қетим толуқ көзүм йәтти вә Европа мәктивини ташлап, Уйғур мәктивигә бәт буридим. Уни чүшиниш һәм үгиниш үчүн 30 — 40 жил кәтти. Мән мошу жиллар мабайнида пәқәт уйғурчә йөнилишниң бирла – сизған рәсимлиримдики миллий роһни йеңичә шеир шәкли арқилиқ ипадиләш услубини таптим. Ечинарлиғи, тарихий Вәтинимиздики даңлиқ рәссамлиримиз, аддий тил билән чүшәндүрсәм, йенида уйғурниң әҗайип чирайлиқ «миллий чапини» турсиму, мошу кәмгичә Европиниң «костюмини» кийип жүриду. Биз европилиқ йөнилиштә йүзлигән әмгәкни вужутқа кәлтүрсәкму, бәрибир уларға риқабәтчи болалмаймиз. Сәвәви, бу йөнилиштә уларда паалийәт елип бериватқан биздинму даңлиқ иҗаткарлар бар. Диққәт қилидиған йәнә бир нәрсә, ейтайлуқ, биз, уйғурлар, немисларға ләңмән тәйярлашниң рецептини берип, у таамни тәйярлашниң усуллирини қанчә үгәтсәкму, улар бәрибир биздәк охшиталмайду. Чүнки бу хисләт уларниң қениға сиңмигән. Демәк, һәммә нәрсини жүрәк билән һис қилип сәзгәндила, камаләт чоққисиға йәткили болиду. Ейтқан болар едимки, биз дунияға европилиқ йөнилиш билән әмәс, әҗдатлиримиз бизгә қалдуруп кәткән уйғурчә йөнилиш арқилиқла тонулимиз.

– Сизниң мой қәлимиңиздин пүтүлгән рәсимләрдики философия пәқәт сизгила тәәллуқтәк. Шундақла сизниң шеир язидиғанлиғиңиздинму хәвиримиз бар. Шеирлириңизда абстрактлиқ чүшәнчиләр бесимдәк. Мүмкин болса, шеир қурлиридики тилсим сирларни айдиңлаштурсақ?

– Мән әслидә әждатлиримиздин қалған қедимий дәвирдики рәсимләр, миниатюрилар, ярташлардики рәсимләр, қорған вә қәлъәләр, хулләс, бүйүк Ипәк йолидики йеза, қишлақ вә шәһәрләрниң қедимий тарихи тоғрисидики тәсәввурлирим асасида иҗат қилимән. Әнди шеирни асасән рус тилида һәм кәйпиятим болмиған пәйтләрдә язимән. Бирақ мән өзәмни шаир дәп һесаплимаймән. Шундақла шеирни бир кечидә йезиветип, әтиси уни нәширдин чиқиришқа һәрикәт қилмаймән. Язған бир мисра шеирим жиллап қоюн дәптиримдә турған пәйтләрму болди. Бәзидә уларни оқусам, көңлүмгә яқмай қалиду. Қайтидин йеңичә иҗат қилишқа тиришимән. Мана шу шеирлирим айрим китап болуп бесилди. Уларни башқа тилларға тәрҗимә қилғузуш нийитимму болди. Пәйти келип, Германиядә бирнәччә қетим шәхсий көргәзмә уюштурдум. Әйнә шундақ көргәзмиләрниң биридә немис язғучиси Фридрих Хитцер билән тонушуп қалдим. Өзи рус тилини яхши билидекән. У мениң язған шеирлиримни, уларға беғишланған график рәсимлиримни көрүп, «Шеирлириңизни немис тилиға тәрҗимә қилсам», дегән тәклипни бәрди. Һәмкарлишип ишлидуқ. Нәтиҗидә шеирлар билән график рәсимлирим җәмләнгән «Мән бәш миң жил илгири туғулдум» сәрләвһилик чоң китавим Швейцариядә нәшир қилинди. Униң бир нусхиси һазир Парижда, Лувр китапханисиниң фондида сақлиниватиду. У шеирларда өзәмниң иҗаткар сүпитидә дунияға болған көзқаришим ипадиләнгән. Бу мисраларни символистлар стилида яздим. Униңда мундақ қурлар бар: «Келәчәкни издәп мән қайттим өтмүшкә».

Йеқинда Чимкәнт шәһиридә «Қәлбим сирлири» («Мое откровение») намлиқ рус тилида йезилған йәнә бир китавим йоруқ көрди. У һөснихәт билән йезилған қолязма шеирлар болуп, һәрбир мисра әркин ишләнгән графика услуби билән безәлгән. Рәсим яки иллюстрация билән шеир мисралири бир-бири билән зич бағлинип, биртуташ композицияни тәшкил қилиду.

– Миллий рәссамчилиғимиздики, һәм өтмүштики, һәм һазирқи, унтулған яки һәқиқий баһасини алалмиған яки әмгиги адил баһаланмиған иҗаткарлар ретидә кимләрни атиған болар едиңиз?

– «Миң өй» рәсимлири вә уни сизған рәссамлар әтраплиқ тәтқиқ қилинмиди. Раст, заманисида бу иш билән археологлар, тарихчилар шуғулланди. Амма улар салаһийәтлик мутәхәссисләр тәрипидин, йәни рәссамлар үгинилип, баһаланғини йоқ. Рәссамлиримиз яратқан нәмуниләрниң кәлгүси тәғдирини ойлиған һечким болмиди. Раст, Мәркизий Азиядики мой қәләм вә графикиниң шәкиллиниши вә тәрәққияти мәдәнийәтшунаслиқ пәнлириниң намзити Һакимҗан Гүлиев тәрипидин қисмән тәтқиқ қилинди. У пәқәт бирла тәрипини, йәни заманивий рәссамларда миллийлик садаси барму, йоқму, дегән қиринила қараштурди.

Сир әмәски, тәсвирий сәнъәтниң тәрәққиятиға өз төһписини қошқан көплигән даңлиқ мой қәләм саһиблириниң әмгәклири һәрян тарилип кәтти. Мошу кәмгичә әйнә шу миллий пурақ орғуп турған әсәрләрни жиғип, бир йәргә топлап, сақлайдиған бирәр сәнъәтсөйәр меценатниң чиқмайватқини, әлвәттә, ечинарлиқ.

Буниңдин бәш-алтә жил илгири Москвада ечилған шәхсий көргәзмәмни зиярәт қилған Түркия әлчиси әсәрлиримни көздин кәчүрүп чиққандин кейин, өзиниң чоңқур тәсират алғанлиғини ейтти. Пәйттин пайдилинип, өзәмниң Стамбулда яки Анкарада түркийләрниң тәсвирий сәнъәт мәктивини ечиш нийитимниң барлиғини ейттим. Әлчи бу пикирни толуқ қоллап-қувәтләйдиғанлиғини билдүрди һәм бу оюмни Түркия һөкүмитигә чоқум йәткүзүшкә вәдә қилди. Әпсус, көп вақит өтмәйла, икки дөләт арисида йүз бәргән келишмәсликләр түпәйли, бу изгү иш әмәлгә ашмай қалди.

– Сизниң иҗадий утуқлириңиз, болупму «Мегакартина» намлиқ әң жирик полотно-әсәриңиз һәққидә гезитханлар яхши билиду. Қазақстанда уни намайиш қилиш мүмкинчилиги йоқму?

– Нийитим бар, бирақ үч қәвәтлиқ бу әсәрни Қазақстанға әкелиш үчүн көп мәбләғ һәм уни қоюш үчүн мәхсус җай керәк. Мәсилән, Чехиягә апирип-әкелиш үчүн 15 миң АҚШ доллири сәрип қилинди. Әнди уни Москвада Кремль йенида қойғиним үчүн күнигә 9 миң АҚШ доллирини төлидим. Әлвәттә, у мәбләғни Россиядә вә Өзбәкстанда паалийәт елип бериватқан бир топ сәнъәтсөйәр тиҗарәтчиләр өз һөддисигә алди.

– Яш рәссамларға ейтар тилигиңиз барму?

– Һазирқи әвлат — қетиқинип әмгәк қилмай, йәни йеник йол биләнла шан-шөһрәт қазинишқа алдирайду. Бу уйғур яшлири арисидики наһайити ечинарлиқ әһвал. Улуқ композитор Чайковский «Адәм балисиға бир пайиз талант йетәрлик, бирақ шу таланттин пайдилиниш үчүн тохсән тоққуз пайиз ишләмчанлиқ һаҗәт», дәп ейтқан екән. Биздиму талантлиқ яш иҗаткарлар йоқ әмәс, шүкри, бар. Амма уларда әйнә шундақ ишләмчанлиқ йетишмәйду.

– Ахирқи соал, аилиңиз тоғрилиқ қисқичә тохтилип кәтсиңиз?

– Аялим Мәрийәм — рәссам-декоратор. У әсли Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисидин. Иккимиз Алмутидики Гоголь намидики бәдиий училищеда биллә оқудуқ. Мәрийәм узун жил Ташкәнт кино сәнъити журналиниң бәдиий муһәррири болуп ишлиди. Һазир пенсиядә. Чоң оғлум — Мурат, рәссам-дизайнер. Кәнҗә оғлум Ғәйрәтму хелә тонулған рәссам. Чоң оғлумиздин икки омақ қиз нәвримиз бар. Бәзидә Мәрийәм һәдәң «Бир аилидә икки рәссамниң көңлини тепиш қийинкән. Рәссамниң аяли болушқу оңайирақ. Чүнки иккимиз биллә оқудуқ, һаятниң талай синақлиридин сүрүнмәй, биллә өттуқ. Аилә қуруп, биллә һаят кәчүрүватқинимизға 45 жил бопту. Мундақ ейтқанда, сиз мениң үчүн очуқ китап. Әнди йәнә бир рәссамни – оғлум Ғәйрәтни чүшиниш қийин болуватиду. Сәвәви, униң дунияқариши бизгә тамамән мас кәлмәйду. Умумән, ХХІ әсирниң рәссамлири һаятни башқичә тәсәввур қилидекән. Қисқиси, у мениң үчүн йепиқ китап», дәп кайип кетиду. Мән униң сөзигә қошулимән. Һәқиқәтән кәнҗә оғлумизниң дуния қариши башқа. Уму маңа охшаш хәлқимизниң «Миң өй» мираслириға мураҗиәт қилған. Амма униң дунияға әкәлгән һәрбир әмгиги чоңқур мәнаға, жуқури бәдиийликкә егә. Композиция қурушта, рәң таллашта һечқайсимизға охшимайдиған, пәқәт өзигә хас бир услуби бар. Һәтта Ғәйрәт мениңдинму ешип кәтти, десәм ашуруп ейтқанлиқ болмайду. Униң иҗадий паалийити тоғрилиқ техи йеқиндила «Уйғур авазида» әтраплиқ йезилди.

– Адәттә, мундақ пәйтләрдә сөһбәтни иҗадий муваппәқийәтләр тиләш билән аяқлаштураттуқ. Мән башқичирәк тиләкни билдүрмәкчимән. Сөһбәт давамида, сиз қәйт қилғиниңиздәк, миллий тәсвирий сәнъәтни чүшинидиған һәм униң маһийитигә йетидиған мәрт-мәрданә меценат тепилип, сиз арман қилған түркийләрниң тәсвирий сәнъәт мәктиви өз ишигини ачқай!

– Илаһим, шундақ болсун!

СҮРӘТТӘ: Леким Ибрагимов вә униң әсәрлиридин репродукцияләр.