WETEN_digen_nime

«Вәтән» дигән нимә ?

Абдушүкүр Муһәммәтимин

«Вәтән» чүшәнчииси охшимиған дәвирләрдә һәрхил мәниләрдә булуп кәлди. У кийинчә һөкүмранлиқ сәлтинәтлири тәрипидин уларниң әмир -пәрманлири дәхлисиз болған дөләтләр йаки дөләтләр бирләшмисидики һәрхил хәлиқләр вә милләтләргә ортақ риштә сүпитидә тәкитләнди. Шундақ булишиға қаримай пүткүл инсанийәт мәдәнийәтшунаслиқи шу нәрсини итирап қилидуки, «Вәтән» икки қатламлиқ мәнидики етиногийилик тамға вә аңдур. Биринчи, һәрбир кишиниң оз әҗдад вә әвлади билән йашап кәлгән макан – җуғрапийилик чәмбирикидур. Бу тәбиий җуғрапийилик, тарихий җуғрапийилик, риал – иҗдимаий җуғрапийилик макан чәмбири булуп, «Вәтән» катигорийисиниң ташқи шәртини көрситиду. Һәр бир туғулған пәрзәнт мушу макан чәмбиридә көз йуритиду. Иккинчидин, һәр бир кишиниң өз әҗдад вә әвлади билән йаратқан, варислиқ қилған миллий мәдәнийәт типи, итиник роһийәт ғәзиниси _ тил, фоликлор, әдәбийат – сәнәт, өрүп- адәт, иқтисадий турмуш риҗиси, миллий тарихи, әқидә – мизанлири, пәхир – иптихари вә ар – нумус адәтлиридин һасил болған миллийәтлик чәмбири булуп, бу «Вәтән» катигорийисиниң ички шәртлирини көрситиду. Һәр бир туғулған пәрзәнт мушу миллийәтлик чәмбиридә туғулиду, униңдин һалқип чиқип китәлмәйду.

Һәрбир адәм муәййән «Вәтән» вә «миллийәтлик» кә тәвә булуп, бу униң пүтүн биологийилик түзүлмиси, иҗдимаий характиригә йушурун аң _ туғма җисманий вә һессий тамға басқан булиду. Униң қандақ вә қанчилик адәм булалиши умумән у йашиған тарих мәзгилидики «Вәтән» вә «миллийәтлик» қимитигә бағланған.

«Вәтән» худди ана қелиптәк өзпәрзәнтлирини йаритиду : охшашла униң пәрзәнтлири ана «Вәтән» ниң һал – әһвали, қиммәт – итибари вә тәқдир қисмәтлирини йаритиду. Һәрким, һәр аилә өз һал — пәзиләтлиригә йариша йашиғинидәк, һәрбир милләтму һәммидин илгири ички сәвәплири _ өз түркиминиң һал – пәзиләтлиригә йариша тәқдир қисмәт кәчүриду.

«Вәтән» ни тәшкил қилғучи ташқи макан вә ички миллийәтликтин икки амилда һәл қилғуч амил ички миллийәтликтур. Әгәр бу амил тарқақ, надан вә җаһаләт ичидә қалған болса, ташқи җуғрапийилик макан амили истила вә дәпсәндә пәнҗисидә өз пәрзәнтлиригә зит вастигә айлиниду. Рошәнки, миллийәтлик типик хаслиққа вә шу сәвәплик башқа миллийәтлик түркүм тәрипидин чәткә қеқилиштин өзгә тәқдиргә дуч кәлсиму, макан вә униң байлиқлири һәрқандақ итиник түркүм тәрипидин чәткә қеқилмай өзләштүрилидиған обикиттур. «Вәтән» ни тәшкил қилғучи икки амилниң бир биридин аҗрилип китиши бир биригә қарши қимәткә игә булуши, тарихни бурмилаш вә йәрлик милләтниң итиник мәдәнийитини һақарәтләштин ибарәт ғәйрий нормаллиқни җәзимләштүриду. Тәнтәнилик ибариләр билән бизәндүрүлгән бу тарихи йүзлинишниң паҗиәлик маһийитини көрмәслик һәқиқәттин мәһрумлуқтур. Бу паҗиә үчүн пидакарлиқ қилиш сатқунлуқтур.

«Вәтән» тарихи инсанийәтниң өз — өзини билиш, өз маһийәтлирини издәш, йуруқлуқ вә һәқиқәт ичидики һөрлүк үчүн күрәш қилиш тарихидин бир минутму айрилалмайду. Бу улуғ инсанийәт билән биллә «Вәтән» вә милләтниң нуранә иқбалидин ғайәт зор мумкинликләрни йоққа чиқармайду. Рошәнки, һәрикәт аләмниң тиниқи, өзгириш җаһанниң биқарар қийапитидур. Мөҗизә _ шәйиләр вә һадисиләрниң чикигә йәткәндики қайрилип тәбәссум қилишидур. Тарих һәрқандақ пәйда қилғучи сәвәбниң һлак қилғучи сәвәбликини әзәлдин намайиш қилип кәлгән. Шуниң үчүн бирахман динидикиләр көп қоллуқ сива илаһини һәм аләм бинә қилғучи һәм аләмни һалак қилғучи муәккәл дәп итқад қилған иди.

Һәрқандақ милләт миллий тарихини, Вәтән тарихини билиш вә буниңдин иптихарлиниш һуқуқиға игә. Бу тулиму нормал инсанпәрвәрликкә уйғун инсаний һуқуқ қаришидур. Һәрқандақ вастиләр билән бу һуқуқни боғмақ, һақарәтлимәк вә бурмилимақ зимин кеңәймичилики вә миллий шовинизим аламити булуп, умумлуқ җәһәттә пүткүл инсанийәткә вә мәдәнийликкә зит зораванлиқтур. Милләтләрни милләтләргә, пүткүл инсанийәтни бир – биригә қарши қуйуш билән миләтләрни, уларниң қериндашлиқ вә мәдәнийәт түркүмлүк алаһидиликлирини, булардин тәбиий йусунда килип чиқидиған һуқуқи мумкинликлирини инкар қилиш виҗдансизлиқ, адаләтсизлик вә қәстикарлиқ һесаблиниши лазим. Бу қаидиләр учуқ – йуруқ күчкә игә болмиған җайда сөзләнгән муқәддәс ибариләр сүний йасандурулған сахтилиқтин вә бу сахтилиқниң өз – өзиниашкарлишидин башқа нәрсә әмәс. Хәлиқләр арисиға униң мәлум қисми билән бирлишивелип, униң мәлум йәнә бир қисмиға қарши турушни идийә, роһийәт вә диплуматик сийасәт қиливелиш аталмиш « йирақтикиләр билән алақә орнитип, йеқиндикиләргә һуқум қилиш тактикиси » дур. Бундақ қилиш инсанийәтниң җаһаләт дәвригә хас булуп, бүгүнки күндә униңға варислиқ қилиш һазирқи заман җаһалитидин башқа нәрсә әмәс.

Тарих тулиму узун мусапини бесип өтти. Униң кәлгүсиму наһайити узун. Инсанийәт техи һәқиқий инсанпәрвәр инсанийәткә айлинип булалмиған болсиму, бу җәрйан учқур вақитқа әгишип тәдриҗий йүз бәрмәктә. Ақиланә инсанниң бурчи өтмүш билән кәлгүси арисидики һазирқи тарихни техму инсанийликкә, униң әрки вә кишилик қимитигә лайиқ қилип йаритиштин ибарәт. Кәлгүсиниң күчлүк мәсхириси вә мәдийиси худди қийамәт күнидики һөкүм ләвһәлиридәк әбәдий тәкрарлинидиған һөкүмдур. Һәрқандақ һакимниң сәлтәнәт тәхти – таҗи, һәрқандақ пеқир мәһкумниң гадайлиқ һаса – тавиқи, һәр қандақ мәдиһийат йаки һақарәт салнәмилири бу әбәдий тәкрарлинидиған йәкүнниң һәқиқәт нури вә муқәддәс күчи алдида аҗиздур.

Абдушүкүр Муһәммәтиминиң «Қәдимки Мәркизий Асийа» намлиқ китабидин елинди.


Мәнбәси : Алтун тарим

Вақти :2009-4-15