Tughluq_tömürxan_maziri

Туғлуқ Төмүрханниң мазири

 Туғлуқ Төмүрхан  мазири Қорғас наһийәси тәвәсигә җайлашқан, йәни Шинжаң ишләпчиқириш–қурулуш армийиси 4–девизийә 61–полк даирәсидики милләтләр кочисиға җайлашқан, бу җайниң бурунқи нами Чоң мазар мәһәллиси. Материалларда Қорғас наһийә базири билән арилиқи 30 километр. Бу мазар бир бағ ичигә җайлашқан, бағ ичидә хәнзу вә инглиз йезиқлирида мазар вә Алмалиқ шәһири тоғрилиқ таш абидә тикләнгән. Бағ ичидики йол билән 100 метирдәк ичкиригә Туғлуқ Төмүрханниң атлиқ һәйкили турғузулған, шу йәрдин қариғанда 4 қурулуш бар. Һәйкәлниң оң вә сол тәрипидики қурулуш заманимизда селинған, асасән пүтүп қалған, кәлгүсидики музей йаки башқа әсләһә үчүн тәййарланған болса керәк. Туғлуқ Төмүрханниң һәйкилидин өтсила һәйвәтлик икки гүмбәз заһир болиду, униң оң тәрәптикиси Туғлуқ Төмүрхан  қәбриси, қәбриниң егизлики 13.35 метр, шәрқтин ғәрбкә узунлуқи 14.7 метр, шималдин жәнубқа 10.7 метр, айланмиси 67 метр. Гүмбәзниң алди йүзи күнчиқишқа қаритилған, алди йүзи 3 хил рәңдики 26 хил өлчәмдики каһиш чапланған. Гүмбәзниң күнчиқиш теми ичигә ойма шәкиллик там ишик чиқирилған (һәммә йеригә нәқишлик каһиш чапланған) болуп егизлики 8 метр, кәңлики 4 метр. Мана бу ойуқчә там ишикниң үстидә йағач пәнжирә, астида қош қанатлиқ йағач ишик бар. Мазарниң алди йүзидә 3 қур әрәбчә хәт болуп, ойуқсиман там ишикниң оң вә сол тәрәп тамниң оттура қисмида икки қур әрәбчә хәт бар. Оң тәрәп тамниң оттурисидики хәт төвәндин йуқириға қаритип, сол тәрәп тамниң оттурисидики хәт йуқиридин төвәнгә қаритип йезилған, бу һал кишини илгири мазар маңлийидиму хәт болса керәк дегән ойға кәлтүриду, каһишлар бурунла ажрап кәткән болғачқа һөкүм қилмақ тәс. Оймасиман там ишикниң икки йан теми вә әгмисидиму әрәбчә хәт болуп, оң тәрәп астидин үстигә қаритип әгмини бойлап сол тәрәптә йуқиридин төвәнгә қаритип әрәбчә хәт бар (ақ рәңлик хәт бар көк рәңлик каһиш чапланған). Қош қанатлиқ йағач ишикниң үсти тәрипидики пәнҗириниң теги тәрипидин башлап үсти вә икки йенида «Алла» дегән хәт бар каһиш чапланған. Мазарниң жәнуб вә шимал тамлириға 5 тин ойуқсиман ойман чиқирилған. Доктор, профессор Раһилә Давут әлчинниң йезишичә, уйғур бинакарлиқида көркәм селинған бу гүмбәзлик қурулушниң алди йүзи узунчақ часа, хиш қурулмилиқ, оттуриси гүмбәз торуслуқ қилип селинған. Ичидин там арилиқиға үстигә чиқидиған пәләмпәй вә айлинип өтидиған қәвәт үсти каридори чиқирилған. Қәбриниң алди тәрипи 20 нәччә хил нусхидики геометирик нәқиш вә өсүмлүк шәкли чиқирилған каһишлар билән зиннәтләнгән. Мазарниң алди йүзидики әгминиң үстигә бир қур айландуруп айәт пүтүлгән һәмдә Туғлуқ Төмүрханға мәдһийә оқулған беғишлима бар, әрәбчә беғишлимида «улуғ падишаһим! сиз улуғвар иш илтипатниң деңизидурсиз, вәлий ғалиб, ақ көңүл инсанларни қоғидғучидурсиз, алланиң алий калами (қуран) ға садиқ бәндисидурсиз, ислам дининиң шан–шәрипи вә иптихаридурсиз». «Падишаһимизниң ханикәси бәтфалихә (ханикә) гә беғишлаймиз»: «гунаһкарлириңизни кәчүргәйсиз, дәвримизниң ханикәси, заманимизниң белқиси, әқил–парасәтлик, дийанәтлик, дунйада айаллар ичидә тәңдиши йоқ–бәтфалихә хатунниң шану шәвкити мәңгү сақланғай, өмри чәксиз узун болғай, мәғрибтин мәшриққичә әбәдиләбәд йашиғай… !» дегән мәзмунлар бар [18]. Бу қәбрә пишурулған хиш вә каһиш билән, лим (йағач) ишлитилмәстин қопурулған. Гүмбәзлик қәбриниң ичидә һазир 4 булуңида қойулған ишиктин кирип пәләмпәйләр арқилиқ 2- қәвәткә чиққили болиду. Бу мазарниң ичидә 2 қәбрә болуп бири чоң (Туғлуқ Төмүрханниң), йәнә бир кичик қәбрә бар (Туғлуқ Төмүрханниң сиңлисиниң қәбриси дегән қараш бар). Туғлуқ Төмүрхан  мазириниң сол тәрипидә униңдин кичикрәк бир гүмбәз болуп, униң ичидә 2 қәбрә бар, бу гүмбәзгә каһиш чапланмиған, әмма қурулмиси Туғлуқ Төмүрхан  қәбрисигә охшап кетиду, пәрәзләрдин қариғанда Туғлуқ Төмүрханниң ханишиниң қәбрә гүмбизи икән.

Мәһмуд Йүсүпниң йезишичә, Туғлуқ Төмүрхан ниңмазири 1941-, 1942–йиллири Шең Шисәй тәрипидин ачқузулған, қәбрә гүмбизиниң жҗәнубий тәрипидики уледин ечилған. Қәбрә ичидин көмүш билән чәмбәрләнгән өлүк сандуқи чиққан. Шу вақитта буни көргән Қорғас мусулманлирида «йат диндикиләрниң қәбриси икән» дегән ғулғула болғанда, Закир Хәлипә (шаир Тейипжан Елийуфниң атиси) Чиңгизханниң әвлади болған Туғлуқ Төмүрниң мусулманлар адити бойичә намизи чүшүрүлүп, моңғуллар адити бойичә дәпнә қилинғанлиқини байан қилған [19].

«Тәзкирәий Мәланә Әршедин Вәли» қатарлиқ бир қисим тәзкирәләрдин қариғанда, Туғлуқ Төмүрхан  мазири бар жай «шәһири хамушан», дәп аталған. Туғлуқ Төмүрхан  мазири бурундинла тавапгаһлардин бири болған болуп, «тәварихи  хәмисәий шәрқи» дә Ғулҗидин 4 күнлүк нередики Қорғас дәрийаси  бойидики чоң зийарәтгаһлардин икәнликини йазған. Тарихшунас Ли Жйәншин «шинжаң ислам ханлиқлири тарихедин қисқа байан» намлиқ китабида, Туғлуқ Төмүрхан  мазири 1365–йили йасалған, дәп йазған, әмма дәлил көрситилмигән. Шү соң (1781-1848) тәрипедин 1821–йили йезилған «ғәрбий йуртниң дәрйа – еқинлири һәққидә хатирә» дә мазарниң 1360–йили йасалғанлиқи, мазар әтрапидики йәрләрдин алтун, көмүш вә мис пуллар (хети бар) ниң көп учрайдиғанлиқи йезилған. «Тарихий Рәшедий» дә Туғлуқ Төмүрхан  мазириниң һижрийә 760–йили қурулғанлиқи йезилған (еһтимал мазарниң бирәр йередики хатирә болса керәк), һижрийә 760–йили миладийә 1359–йилиға, һижрийә 769–йили миладийә 1368–йилиға тоғра келиду. Туғлуқ Төмүрхан  һижрийә 764–йили (миладийә 1363-йили) қаза қилғанлиқини ойлашқанда, бу мазар 1364–йилидин кейин 1368–йилидин бурун йасалған болиду (өлүмидин бурун алдин йаситилмиған болсила). Әмма буниңда мәлум сәвәнлик болуши мумкин, чүнки Туғлуқ Төмүрхан  қаза қилғандин кейин, Қәмириддин Исйан көтүрүп хан болувалғанлиқтин, у тәхттин чүшкичә гүмбәзлик қәбриниң йасилиш имканийәтлири наһайити аз, пәқәт Туғлуқ Төмүрханниң оғли Хизир хожа хан болған һижрийә 788–йили (миладийә 1387-йили) дин һижрийә 806–йили (миладийә 1404-йили) болған вақитта йасалған болуши еһтимал. Алимларниң қаришичә, Хизир хожа ханниң хан болған вақтиниң әң кечиккәндә һижирийәниң 788–йили дегән қарашлирини ойлашқанда, йил чекини бир қанчә йил илгири сүрүш мумкин. Мошундақ болғанда Туғлуқ Төмүрхан  мазиридики гүмбәзлик қәбрә 1387–йили әтрапида йасалған болуши еһтималға наһайити йеқин.


[18] Раһилә давут «уйғур мазарлири» шинжаң хәлқ нәшрийати 2001–йили уйғурчә нәшри 255-бәт.

[19] Мәһмуд йүсүп «Туғлуқ Төмүрхан  һәққидә қисқичә байан» «шинжаң ижтимаий пәнләр тәтқиқати» жорнили 1985–йили уйғурчә 1–сан 191–бәт.