Sherqiy Türkistan inqilabchil yashlar teshkilati

100 йиллиқ йашлар һәрикитидики әң илғар күч:

Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати

Нәбиҗан Турсун ( тарихи пәнлири доктори)

 

1878-йили Йақупбәг рәһбәрликидики Йәттәшәһәр уйғур дөлити манҗу-чиң қошунлири тәрипидин толуқ ағдурулуп, пүтүн Шәрқий Түркистан манҗу-чиң империйәси һакимийити тәрипидин ишғал қилинди. Чар русийә мустәқил Или Уйғур Султанлиқини йоқитип, 10 йил униң земинлирини идарә қилғандин кейин 1881-йили Или вадисини манҗу империйәсигә тапшуруп бәрди, 1912-йили манҗу империйәси ағдурулуп, униң орнида хитай миллитиниң миллий җумһурийити қурулуп, мәнчиң империйәсиниң мустәмликичилик сийаситигә варислиқ қилди вә уни техиму әшәддий дәриҗидә чоң хитай милләтчилики билән бирләштүргән һалда елип барди. Әнә шуниңдин кейинки уйғурларниң мустәмликигә айлиниши билән мустәмликичиликкә қарши, миллий азадлиқ вә мустәқиллиқ күриши башланған болуп 1917-йилидики русийәдики сийасий өзгиришләр, мәркизий асийадики җәдидтчилик, миллий ойғиниш һәрикәтлири уйғурларниму өз қойниға алди. Әнә шу мәзгилдин башланған уйғурларниң миллий азадлиқи вә мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш күрәшлири сепигә алди билән илғар пикирлик, йеңичә маарип тәрбийәси көргән, османли империйәси, җәнубий асийа, русийә, қошна Оттура Асийа районлирида зийарәтләрдә болған вә илим тәһсил қилған шуниңдәк дунйадики илғар тәрәққийатларни көргән, ислам дунйасидики, түрк дунйасидики, җүмлидин Оттура Асийадики тәрәққийатлар, сийасий, идийәви өзгиришләр вә тәшкилий һәрикәтләрни көргән вә уларниң тәсиригә учриған илғар йашлар атланди. Қошна Оттура Асийадики қәшқәрийә вә или вадилиридин чиқип йәрлишип қалған уйғурлар, җүмлидин Абдулла Розибақийеф башчилиқидики миңлиған уйғур йашлири өз ана вәтинидә хитай һакимийитини йоқитип, уйғур миллий һакимийитини, уйғурларниң өз миллий җумһурийитини қуруш күришигә атланди. Бу вақитта йәнә бир қисим йашлар болса йаш түркләрниң түркчилик, ислаһат һәрикитиниң тәсиригә учриған болуп, уларму өз миллитини азад қилиш үчүн ақартиш, идийәви җәһәттин йеңилаш һәрикәтлири елип барди, омумән, мәйли, түркчилик идийәсиниң тәсиригә учриған вә бу хил идийәгә тайанған йашлар болсун, йаки болшевикләрниң сотсийалистик, коммунистик һәрикәт идийәсиниң тәсиригә учриғанлар болсун уларниң һәммисиниң йоли вә сийасий асасий охшимисиму, әмма мустәқиллиқ, азадлиқ идийәси вә ғайиси бир иди, уларниң һәммиси хитай һакимийитидин қутулуп, мустәқил җумһурийәт қурушни көзләйтти халас. 1930-йилларда кәң көләмлик Шәрқий Түркистан миллий мустәқиллиқ күришидиму охшашла ашу идийәви пикирләргә игә йашлар, җәмийәтниң һәр қатлимидики кәң йашлар җәңгивар күч болди.

Омумән, 20-әсирниң биринчи йеримидики уйғур қатарлиқ милләтләрниң миллий азадлиқ инқилаби мәзгилидә йашлар җәңгиварлиқ роһини җари қилдуруп, миллий азадлиқ күрәшниң алдинқи сепидә туруп, инқилаб ғәлибисини қолға кәлтүрүшкә зор һәссә қошқан иди. Йашлар мәйли, 1931-1937-йиллири арисидики миллий азадлиқ күрәшлири, җүмлидин биринчи Шәрқий Түркистан җумһурийитини қуруш болсун вә йаки 1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ күрәшлири вә Шәрқий Түркистан җумһурийитини қуруш болсун һәр қетимда өз күч-қуввитини көрсәтти.
Тарихий мәнбәләргә тайанған уйғур, қазақ вә башқа милләт йашлири 1944-йили, 9-айдики Нилқа қозғилиңидин тартип, 1944-йили, 7-нойабир күнидики Ғулҗа қозғилиңи вә башқа барлиқ қораллиқ күрәшләргә актип қатнашқан һәмдә 12-нойабир Шәрқий Түркистан җумһурийитиниң дунйаға келишидики авангарт күчкә айланған иди. Шәрқий Түркистан җумһурийити 1945-йили, 8-апрел күни өз мунтизим миллий армийәсини қурғандиму йашлар миллий армийә сепигә актип қатнишип, үч фронт бойичә елип берилған җәңләрдә өзлиридин нәччә һәссә көп мунтизим хитай гоминдаң армийәсини мәғлуп қилип, Или, Тарбағатай вә Алтай вилайәтлирини толуқ азад қилди. Йашлар арисидин Ризвангүл, Зихруллам Надироф вә башқа йүзлигән қәһриман оғул-қизлар мәйданға келип, өзлириниң батурлуқлири билән тарих бетигә пүтүлди.
Шәрқий Түркистан җумһурийити һөкүмити қурулғандин башлап, инқилабни пүтүн уйғур дийари миқйасида қанат йайдуруш, хәлқниң толуқ азадлиқини қолға кәлтүрүштә йашларниң ролиниң наһайити зорлуқини тонуп йәткән болғачқа йашларни тәшкилләш, тәрбийәләш, уларни миллий азадлиқ инқилабиниң ғалибийитини капаләткә игә қилидиған авангарт күч қилиш үчүн мәхсус йашлар тәшкилати қурушни қарар қилған иди. Бу мәқсәт билән 1945-йили, 11-айниң 15-күни Ғулҗа шәһиридә инқилаби йашларниң биринчи қетимлиқ йиғини чақирилип, йиғинда Шәрқий Түркистан җумһурийити һөкүмити рәиси Әлихан төрә қатнишип нутуқ сөзлигән һәмдә йашлар тәшкилати қурушиң әһмийити тәкитлигән. Йиғинда Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати қуруш қарар қилинғанлиқи елан қилинған шуниңдәк мурасимида бирдәк аваз бериш арқилиқ әйни вақиттики Шәрқий Түркистан җумһурийити тәшвиқат ишлири мәсули Абдукерим Аббасоф рәис, Сәйдулла Сәйпуллайоф муавин рәис болуп сайланған, Тохти Ибраһим баш катип болған. Шәрқий Түркистан инқилабчил йашларниң тәшкилатиниң әң алий һоқуқлуқ оргини болған 11 кишилик мәркизи иҗраийә комитет тәсис қилинған.
Нәтиҗидә, 1945-йили, 11-айниң 15-күни пүтүн уйғур дийаридики йашларниң бирдин сийасий тәшкилати болған «Азад Шәрқий Түркистан җумһурийити инқилабчил йашлар тәшкилати» Ғулҗа шәһиридә дунйаға кәлгән.
Бу тәшкилат қурулғандин тартип тартип, таки 1948-йили 8-айғичә мустәқил мәвҗут болуп турғичә болған үч йил җәрйанида Шәрқий Түркистан җумһурийити территорийәсидә ашкара, Үрүмчи, Қәшқәр, Турпан, Ақсу, Қарашәһәр қатарлиқ вилайәтләр даирисидә болса мәхпий йосунда һәрикәт қилип, йеқинқи заман тарихида өчмәс тарихий из қалдурған иди.
Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилатиниң толуқ рәсмий нами таки 1946-йили, 7-айғичә «Пүтүн Шәрқий Түркистан җумһурийити инқилабчил йашлар тәшкилати» дәп аталған. «битим» дин кейин «Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати» дәп қисқартилған.
1945-йили, 15-нойабир күнидики йашларниң мәзкур йиғини ахирида мәхсус қарарнамә елан қилинған болуп, қарарда «пүтүн тиришчанлиқлиримиз билән рәисимиз бизгә тапшурған бизниң әң зор вәзипилиримизни орундаймиз.
1. Күрәш вәзиписини орундаш үчүн һөкүмәтниң тәстиқи билән Шәрқий Түркистан йашлирини иттипақлаштуруп вә тәшкилләп, Шәрқий Түркистан йашлар тәшкилати қуруп чиқимиз.
2). Бу тәшкилат инқилабчил йашлар тәшкилати болуши керәк.
3). Инқилабий йашлар тәшкилати Шәрқий Түркистан һөкүмитиниң биваситә күрәш қилидиған оргини болуши керәк» дәп көрситилгән.

Ғулҗида чақирилған йиғинда бәш баб, 54 маддилиқ «Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилатиниң вақитлиқ низамнамиси» бекитилгән.
Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати қурулуп узун өтмәй, Или, Тарбағатай вә Алтай вилайәтлиридә үч вилайәт дәриҗилик комитет, 20 дин артуқ наһийәдә наһийәлик комитетлирини қурғандин сирт йәнә миллий армийә тәркибидиму өз комитетини қуруп, кәң көләмдә әза қобул қилған. Бу тәшкилат йәнә гоминдаң һөкүмранлиқидики Қәшқәр, Ақсу, Үрүмчи, Қарашәһәр, Турпан қатарлиқ җайлардиму йәр асти паалийити елип берип, йашларни миллий азадлиқ күрәш қилишқа тәшкилләш елип барған иди.
Мәзкур тәшкилат қисқа вақит ичидила йашлар арисидики инавити йуқири вә тәсири наһайити зор сийасий тәшкилатқа айланған вә бу һәммә йашлар әза болушқа интилидиған сийасий тәшкилат иди.
Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати йәнә мәхсус өзиниң орган мәтбуатиға игә болуп, Ғулҗида пүтүн Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати мәркизи комитети өзиниң орган журнили «Күрәш» ни вә мәхсус йашлар тәшкилати гезитини чиқарди. Тарбағатай вә Алтай вилайәтлик комитетлириму өз гезитлирини чиқарғаниди.
Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати көп милләтлик вә көп қатламлиқ тәшкилат болуп, у хитайдин башқа барлиқ милләт йашлирини өзигә әзалиққа қобул қилди. Шуниңдәк мәзкур тәшкилатниң нурғун әзалири тәркибини һәр милләт қизлири тәшкил қилди. Мәркизий комитет иҗраийә һәйитиму көп милләтлик иди. 1946-йили 7-айдин кейинки сайлимида мәзкур тәшкилат низамнамисидә вә рәһбәрликидә өзгириш болуп, Сәйдулла Сәйпуллайеф рәис, қазақлардин Қусәйин Сийабайоф муавин рәис болди.
Шәрқий Түркистан инқилапчил йашлар тәшкилати бирләшмә һөкүмәт қурулғандин кейин хитай һакимийити билән болған Әхмәтҗан Қасими қатарлиқлар йетәкчиликидики сийасий күрәшләргә актип қатнашқан болуп, Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати өз тәсирини мәхпий түрдә хитай һөкүмранлиқидики йәттә вилайәткә кеңәйтиш үчүн һәрикәт қилди. Нәтиҗидә уларниң актип һәрикәт қилиши билән Үрүмчи, Турпан, Қәшқәр, Қарашәһәр вә башқа вилайәтләрдиму йәр асти йашлар тәшкилати гуруппилири қурулди. Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати Әхмәтҗан Қасиминиң бирләшмә һөкүмәттики хитай тәрәп билән кәскин вә тиғму тиғ күрәш қилиши үчүн тайанч күч болди. Һәтта 1946-йили, 8-айда Сәйдулла Сәйпуллайеф битим маддилиридин пайдилинип, Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилатиниң низамнамиси билән илтимасини қошуп, җаң җиҗоңға мәзкур тәшкилатниң Үрүмчи вә башқа җайларда ашкара тәшкилат сүпитидә паалийәт қилишни тәләп қилған болсиму, әмма җаң җиҗоң башчилиқидики хитай тәрәпниң рәт қилишиға учирғаниди, хитай даирилири буниңдин наһайити қорқуп, барлиқ амаллар билән йашлар тәшкилатиниң җәнубни игиләп кетишиниң алдини елишқа күч сәрп қилғаниди. Шәрқий Түркистан инқилабчил йашларниң тәшкилатиниң интайин актип һәрикәтлири сәвәбидин гоминдаң даирилири мәзкур тәшкилатниң низамнамисини хитайчиға тәрҗимә қилип мәхсус җаң кәйшиниң көрүп чиқишиға сунған вә бу тәшкилатниң йәттә вилайәттә күчийип, пүтүн йашларни тәрбийәләп, Шәрқий Түркистан армийәсигә маслишип қозғилаңларни көтүрүшидин әнсиригәниди. Бу һәқтә өлүки гарнизон қомандани Соң Шилйәнму Шәрқий Түркистан йашлар тәшкилати әң хәтәрлик күч сүпитидә көргән вә пүтүн күч билән уларниң һәрикитини назарәт қилишни күчәйткәниди. Хитай даирилири, 1947-йили, феврал күнидики Үрүмчидики уйғурларниң намайиши, 7-айдики Турпан, Пичан, Тоқсун хәлқиниң қораллиқ қозғилаңлири, 1947-йили, 4-айдики Қәшқәрдә әвҗи алған җаң җиҗоңға қарши кәң намайишлар вә башқа барлиқ һәрикәтләрниң һәммиси әнә шу йашлар тәшкилати, җүмлидин Әхмәтҗан Қасими қатарлиқларниң пәрдә арқисида туруп елип барған һәрикәтлирини дәп қариғаниди.
Шәрқий Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати 1948-йили, 8-айда әмәлдин қалдурулуп, «Иттипақ» тәшкилати тәркибигә қошуветилгән.