Vakkas Mamedinov-usy

Vakkas Mamedinov



Хәлқигә болған садақәт



16-йанвар күни милләтпәрвәр инсан, жәмийәт әрбаби  Ваққас Аббас оғли Мәмәдиновниң туғулған күни. Шу мунасивәт билән миллий мәдәнийитимиз жанкөйәри Ваққас Аббас оғлини тәбрикләймиз. Хәлқимиз үчүн атқуриватқан изгү ишлирида утуқлар тиләймиз. Ваққас Аббас оғли хәлқимиз үчүн наһайити көп паалийәтләрни әмәлгә ашурди, һеликәм милләт үчүн хизмәт қилишни муқәддәс пәриз дәп һис қилиду. Төвәндә у башламчи болған изгү ишларниң пәқәт бир нәччисигила тохтилишни тоғра көрдуқ.

Әмгәк паалийитигә қисқичә изаһ

Ваққас Аббас оғли киндик қени төкүлгән дийардин айрилип, аилә шараитиға бола өсмүрлүк вақтидила Алмута еғир машина йасаш заводида фрезировшик болуп ишләштин әмгәк паалийитини башлиди. Һәрбий борчини өтәп келип, дөләт мәһкимилири хадимлириниң Алмута вилайәтлик кәспий иттипақ комитетиниң инструктори, Қазақстан министрлар кеңишиниң йенидики әмгәк ресурслирини пайдилиниш бойичә дөләт кеңишиниң чоң инспектори қатарлиқ мәсулийәтлик ишларда ишлиди. 1972-жили әмгәктин қол үзмәй Қазақстан хәлиқ егилиги институтини әла баһалар билән тамамлиди.
1973-1982-жиллири Маңғишлақ вилайитидә «Түскииз» фабрикисиниң йеңи ечилған филиалини башқурди. Кейин шу вилайәттики йеник санаәт фабрикисиниң мудири болуп ишлиди. Кейин андин айақ кийим ишләп чиқириш фабрикисиға андин Қазақстан йеник санаәт министрлиги иши жүрүшмәйватқан йәнә бир карханиға рәһбәрлик қилишини илтимас қилиду. 1986- жилдин тартип һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә Қазақстан паңлар жәмийити мәркизий башқармисиға қарашлиқ оқуп-ишләп чиқириш карханисиниң мудири болуп ишләйду. Мошу күнләрдә «Жибек-В» жавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиқниң мудири хизмитини атқуруп кәлмәктә.
Инсанни егилигән жуқури дәрижидики лавазими, өзи егилигән кәспи бойичә йәткән утуқлиридин бөләк алаһидә сөләт беридиған хусусийәтләр болиду. Мана шундақ хусусийәтләрниң бири шәхсниң йаратқан миллитигә, вәтинигә болған садақити, муһәббити. Хәлқиниң ғеми билән йашап, милләт мәнпийитигә қилчилик болсиму мәнпийәт йәткүзүш сәкпарә болған жанларниң барлиғи шу хәлиқ, милләт можутлиғиниң капалити.
Әлвәттә, һәр қандақ изгү ишни әмәлгә ашурған пәзиләтлик инсан жамаәтчилик үчүн атқуридиған ишини пәқәт жүрәк, виждан әмри билән әмәлгә ашуриду. Жүрәк шундақ әмир қилалайдиған иқтидарға ата-аниниң тәрбийиси, өмүр сүрүшни үгәткән устазлириниң тәсири арқисида йетилиду.
Ваққас Аббас оғлиниң һайаттики әң чоң устазлири-йоруқ дунийаға апиридә қилған ата-аниси, әлвәттә. Ишләп чиқириш саһасида Турсун Палтушев, мәнавийатта Мәсүмжан Ззулпиқаровларниң устаз дегән бүйүк һәм шәрәплик намға лайиқ екәнлигинини тәкитләп өтүш орунлуқ.

Милләткә, Вәтәнгә болған садақәт

Инсан һайатида меһир-муһәббәт бағлиған кәспи, мутәхәсислиги бойичә мәлум дәриҗидә утуқлиридин, егилигән лавазиминиң дәриҗисидин бөләк адәмгә алаһидә сөләт беридиған хусусийәтләрниң бири инсаний пәзиләтлири билән биллә йаратқан миллитигә, вәтинигә болған садақәт.
Хәлқиниң ғәм-тәшвиши билән йашаш қилчилик болсиму хәлқигә нәп бериш үчүн сәкпарә болған җанларниң барлиғи шу милләт, хәлиқниң моҗутлиғиниң капалити.
«Ата балиси болмақ һәр кишиниң иши, йурт балиси болмақ әр кишиниң иши» демәкчи, ата-ана вәсийити, ана топрақниң бир парчиси Ваққас Аббас оғлини уни әлниң отида көйүш ишлириға йетәкләтти.
Йеник санаәт саһасида җавапкәрлиги жуқури рәһбирий хизмәтләрдә жүргән Ваққас Аббас оғли ата-анисидин сиңгән адәт бойичә әтрапидикиләргә йахшилиқ тиләп, қолидин келидиған йардимини қилип йашиди.
Қазақстан Җумһурийити өз мустәқиллигини алғандин кейин дөләт пухралири үчүн җәмийәтлик паалийәткә кәң йол ечилди. Хәлқимиз арисида җәмийәтлик паалийәтни җанландуруш арқилиқ миллий мәдәнийитимизни сақлап әвлатларға йәткүзүш қатарлиқ изгү ишларни әмәлгә ашурғили болатти. Шу мәхсәт билән Ққазақстан Уйғурлириниң миллий ассосийасини қуруш йолида Ваққас Аббас оғли көп күч чиқарди. Бу җәмийәтлик тәшкилатниң әхбарат оргини ретидә «Әхбарат» журнали барлиққа кәлди. Уйғурларниң миллий асосиасийаси җәмийәтлик бирләшмисиниң висе-президенти сүпити билән хәйирхаһлиқ мәрасимларниң, чарә-тәдбирләрниң өткүзилишигә зәмин йаратти. Мәзкүр җәмийәтлик тәшкилат әзалири алим Шерипжан Надиров, Тамара Мәмәтова, Гүлназ Искәндәрова, йуристлар Гүлинур Җаланова, Җасур Теиповлар аһалиға өз һоқуқлирини һимайә қилиш асаслирини чүшәндүрүш ишлирини елип барди.
Инсанда йашаш мәнтиқиси, һайат мәзмуни болмиса, өмүр өз еқимида елип кетивериду. Һайат мәзмунини – хәлқиниң муң-еһтийаҗи билән йашап, униңға хизмәт қилиштин тапқан инсанларму йоқ әмәс. Қәлбини егилигән, жүгәнлигән туйғу дадисиниң «Йахшилиқ қилиш қолуңдин кәлмисә, йаманлиқ қилма» дегән сөзлирини дайим йадиға салатти. Қолидин келидиған йахшилиқ қилип йашаш, һайатиниң шиари болуп қалған еди.
Билимсиз келәчәк йоқ. Аилә шараитиға бола алий оқуш орунлирида мүмкинчилиги йоқ йашларға виждан әмри билән йардәм қилди.
Ата-аниси иштирак қилған миллий азатлиқ күрәш нәтиҗисидә барлиққа кәлгән Шәрқий Түркстан Җумһурийити һәққидә мәлумат жиғди. Миллий армийаниң һәрбий кийимлири, Шәрқий Түркстан дөлитиниң дөләт рәмизлирини, һөкүмәт айнилимида болған тәңгиләрни, шу дәвир нәпәсини ипадиләйдиған фотосүрәтләрни тонуштуруш арқилиқ АҚШ та көргәзмә уйуштурулди.
Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң гимнини бәстикар композитор Селимахун Зәйналов билән өз әслигә кәлтүрүлди. Мәшәқәтлик издиниш арқисида Америкилиқларни ХХ әсирдә вуҗутқа кәлгән Уйғур дийаридики җумһурийәт һәққидә тонуштурди.
Миллитимизниң вәкили ретидә Уйғур хәлқиниң мәдәнийитини Европа хәлиқлиригә тонуштуруш үчүн «Уйғур өйини» тәшкилләп намайиш қилди.
Шундақла «Қара бура» жәмийәтлик фондиниң президенти Қурал Ержановниң тәкливи билән Җәнубий Қазақстан вилайити Созақ йезисиға берип күтүмсиз қалған Абдуләзиз Қәшқәрийниң мәқбәрисини қоршап, рәткә кәлтүрүш ишлирини қолға алди. Йәрлик хәлиқтә Абдуләзиз Қәшқәрийниң Әхмәт Йассавийниң қазинини йасиғанлиғи һәққидә ривайәт ейтилип жүргинини аңлап, бу қазанни йасиған шәхс һәққидә мәлумат жиғип жүргән Ваққас Мәмәдиновта бу дийарға болған қизиқиш техиму ашиду.

«Қазанчи әвлийа» һәққидики сирни ечиш йолида 2005-жил.

Санк-Петербург. Ермитаж.

Российадә тәсвирий сәнәт дунийасида тонулған Уйғур пәрзәнди Российа рәссамлар иттипақиниң әзаси, Санк-Петербургта истиқамәт қиливатқан рәссам Азат Мәмәдинов Қазақстандин кәлгән акиси Ваққас Мәмәдинов билән дунийа мәдәнийитиниң әсир-әтиқилири сақлиниватқан, әсирләр сирини өзигә йошурған мәдәний йадикарлиқларға бай дунийадики әң чоң музейларниң бири Ермитажни йәнә бир қетим зийарәт қилди.
Ата-бовилиридин тартип, Ермитажға егидарчилиқ қилип, башқуруп келиватқан Пиатровскийлар сулалисиниң вәкили Пиатровский Михаил Борисович мамединовлар аилиси билән йеқин мунасивәттә болғачқа, уларни қучақ йейип қарши алди.
«Ваққас, иниң Азатни 1999-жили Российаниң мәдәнийитини Европиға тәрғип қилғини үчүн мәхсус медал билән тәғдирлигән еди. Шуниңға охшаш Уйғурниң мәдәнийитини бизгә, российаликләргә тонуштуриватқини үчүн миннәтдарлиғимиз чәксиз. Кәлгүсидә Азаттәк жигитләрниң қоллап-қувәтлиши билән Ермитажда Уйғурларниң тарихиға, мәдәнийитигә бағлинишлиқ көргәзмиләрни уйуштуруш ойумизму бар. Михаил Борисовичниң бу сөзлирини аңлиған Ваққас Мәмәдинов инисиниң пәхирлиниш һис-туйғулирини қәлбидин өткүзүп, мәрһум дадиси Аббасқариниң «Мәйли, дунийаниң қәйеридә болма миллитиңниң, киндик қениң төкүлгән жутуңниң ғәм-тәшвиши билән йашашниң өзи бир бәхит» дегән сөзлири йадиға кәлди.
Қәшқәрниң Ғәрбий-Җәнуби Опал мәһәллисидә деңиз бетидин 1482 метр егизликтики дөңлүктә 105 пәләмпәй билән чиқишқа болидиған ахирқи жилларда зийарәт қилғучиларниң сани миллионға йәткән, 12 әсирлик тарихи бар бүйүк алим Махмут Қәшқәрийниң мәқбәриси бар. Мана мошу мәқбәридин нәччә миң километр жирақлиқта бепайан Қазақ дийарида йәнә бир Қәшқәрийниң мазари бар. Җәнубий Қазақстан вилайитидики бу мазарда йәрләнгән шәхсни Созақ әһли «Қазанчи әвлийа» дәп етиқат қилип, мазар йенида нәзир-чирақларни өткүзүп туриду.

Мусулманларниң муқәддәс шәһири Мәккә-Мәдинидин 4000 км-ға йеқин йол мусаписи айрип туридиған кичик мәккә нами билән мәшһур қедимий шәһәр Түркстанда һава-райиниң һәр қандақ қәғишлигигә, һәтта йәр тәврәшләргә 7 әсир мабайнида бәрдашлиқ берип келиватқан Әхмәт Йассавийниң мәқбәриси бар. Бу мәқбәриниң қазанлиқ дәп атилидиған бөлмисидә, 60 челәк су сиғидиған, диаметри 2 метр 454 см, еғирлиғи 2 тонна бир қазан бар. Қазан төмүр, синк, қоғушун, мис, алтун, күмүч қатарлиқ йәттә металлниң қошундисидин йасалған. Өз дәвридә қазандики қәнт қошулған су бу йәргә тавап қилип кәлгүчиләргә зәм-зәм сүйи ретидә тарқитилаттекән.
Һазирғичә Гиннес рекордлар китавиға киргүзилмигән, бу мәдәний йадикарлиқни йасиған устиниң исм-шәрипи бәзи тарихчилар Абдуләзиз Тәбризи дәп йазса, Созақлиқ тарихчилар бу өз дәвриниң мөҗүзисини йаратқан шәхс «Қазанчи әвлийа» нами билән тонулған Абдуләзиз Қәшқәрий екәнлигини тәкитләйду.
Созақлиқ тарихчи Сулеймен Тәбризи Ваққас Мәмәдинов билән учрашқанда һәм өз интервйусида «Қазанчи әвлийа һәққидә хәлиқтә көплигән ривайәтләр сақланған. Әхмәт Йассавий мәқбәрисидики қазанни қазанчи әвлийа қуйғанлиғи һәққидә дерәкләр учрап қалиду. Қазанчи әвлийа тарихий мәлуматлар бойичә, Қәшқәрийадин кәлгән екән», – дегән еди. Абдуләзиз Қәшқәрийниң Ахмет Йассавийниң қазинидин бөләк йәнә бир қазанни йасиғанлиғи һәққидә хәлиқниң еғизида ейтилип жүриду. Әнди Әхмәт Йассавийниң мәқбәрисидики қазанни йасиғини үчүн у «Қазанчи әвлийа» нами билән тонулуп кәткән.
Әхмәт Йассавийниң мәқбәрисидики қазан Санк-Петербургтики Ермитаж музейида сақлинип, Қазақстанға қайтурулди. Гойа даласидәк көңли кәң қазақ даласида барлиққа кәлгән бу қазан қазақ елигә елип кетилмәкчи болғанда музейниң ишигигә сиғмай деризидин чүшүрүшкә тоғра кәлгән екән.
Мана мошундақ қизиқ вақиә тәпсилатлирини музей мудири Пиатровский Михаил Борисовичтин аңлиған Ваққас Мәмәдиновта ипәк йолидики мөҗүзиләрниң бирини йаратқан устиниң һайатиға алаһидә қизиқиш пәйда болди.

2007-жил. Қара Бура әвлийаниң мәқбирисини лаһийилигән һәм бу мәқбирини селишқа һамийлиқ қилған Қурал Ержанов Ваққас Мәмәдиновни бу тәвәдә өткүзилидиған мәрасимға тәклип қилди. Ваққас Мәмәдиновниң башчилиғида Қазақстан Җумһурийити билим вә пән министрлиги Сулейменов намидики шәриқшунаслиқ институтиниң йенидики Уйғуршунаслиқ мәркизиниң чоң илмий хадимлири Рәхмәтҗан Йүсүпов, Дилшат Рәйхан, тарихчи Қасим Мәсими, рәссам Күрәш Зулпиқар қатарлиқ зийалилиримизға Җәнубий Қазақстан вилайитигә қәдәм тәшрип қилишқа Алла несип қилипту. Егизлиги 17 метр 240 кв метр мәйданни егилигән ишиги күн петишқа йәни Ғоҗа Әхмәт Йассавий мәқбәриси тәрәпкә қаритилған Қарабураниң мәқбәриси йенида ислам динини тәрғип қилишқа алаһидә рол ойниған диний затларниң қәбирлиридин елип келингән топрақ селинған сандуқчиларға мәрмәр ташлар орнитилған. Ое сәккизинчи Әсирдә Қара Бураниң мәқбәрисидә өмриниң ахириғичә чирақчи болуп өткән Шаһқасим ахунниң сүйиги тонулған 10 зат билән биллә 1997-жили 30-май күни қайта дәпин қилинип, уларниң бешиға мәр-мәр ташлар орнитилған. Бу соваплиқ иш Қурал Ержановниң тәшәббуси билән әмәлгә ашурулди.
Созақлиқ тарихчи Сулеймен Тәбризиниң мәлуматлириға асаслинидиған болсақ, Қара Бура Ғоҗа Әхмәт Йассавийниң замандиши һәм сәпдиши. 13 әсирдә қараханилар дөлитини башқурған падиша. Бәзи тарихий мәнбәләр бойичә мәркизий азийадә 3 млн кв. км. мәйданни егилигән Баласуғун билән Қәшқәрни пайтәхт қилип 7 әсирдин 13 әсиргичә һөкүм сүргән қараханилар дөлитини башқуруп кәлгән хақанлар өз исим-шәрипидин бөләк батурлуқ, қәйсрлик, чидамлиқ, хусусийәтлиридин дәрәк беридиған мәлум дәриҗидә илаһилаштурулған унван-атақлар Қара Буғра, Буғра, Қарахан дегән намлар биләнму аталған 10 әсирдә қараханилар елидә биринчиләрдин болуп, ислам динини қобул қилип, уни дөләт дини дәп җакалиған хақан Султан Сутуқ Буғрахан Қәшқәрниң йенидики Атушта йәрләнгән болуп, бу қәбирстанлиқ мәзкүр тәвәдики биринчи мусулман қәбирстанлиғи болуп һесаплиниду. Созақ дийарида йәрләнгән Қара Бураму Оттура Асийадә ислам динини тарқитишта алаһидә рол ойниған, хәлиқниң һөрмәт-еһтирамиға бөләнгән шәхс. Әҗдатлар роһи йөләп, Қара Бура мәқбәрисиниң йенида өткүзүлгән нәзирдә Ваққас Мәмәдинов Созақ дийаридики қериндашлиримиз билән тонушуш имканийитигә егә болди.
Ермитажни зийарәт қилғандин кейин қазанни қуйған уста һәққидә мәлуматларни топлап жүргән у өзини алаһидә қизиқтурған шәхсниң мазари мошу хасийәтлик Созақ дийарида екәнлигидин хәвәр тапиду. Қара Бура мәқбәрисидин унчила жирақ әмәс җайдики диққәт-нәзәрдин сирт қалған мазарға барғинида, бу йәргә қуран оқуш үчүн кәлгән киши «Кечә әвлийаниң чүшүмгә айан болуши бекар әмәс екәндә. Қериндашлириң билән учришидиған болдуң дәп әвлийа маңа хәвәрлимәкчи боптудә», – дәп униң билән қучақлишип көрүшиду. Бу адәм созақлиқларниң арисида исми ривайәткә айланған даңлиқ из кәскүчи қәшқәрлик Пачақ батурниң әвлади Ташполат Әкибаев еди. Шу учришиштин кейин созақлиқлар «Бизни алмутилиқ ағайинлар билән әвлийалар дидарлаштурди» дейишиду. Қериндашлиримиз ана тилимизни қоллиниш даириси йоқ муһитта тәрбийилинип, миллий мәдәнийитини унтуған болсиму, әҗдатлири келип чиққан дийарниң намини унтиғини йоқ. Әҗдатлириниң қени төкүлгән Қәшқәрни, бүйүк алим Махмут Қәшқәрийниң ана жутини бир көрүш армини билән йашимақта. Сталин дәвридә ата тегини өзгәрткән қериндашлиримиз паспортида Уйғур дәп йезилмисиму көпчилик уларни қәшқәрлик Уйғурлар дәп тонуйду. Бир нәччә әвлат алмашсиму теги тәти қәшқәрлик екәнлигиниңи унтулуп қалмаслиғида Абдуләзиз Қәшқәрийниң мазари бәлгүлүк рол ойниған болуши мүмкин. Чүнки чоң әвлат вәкиллири дайим йашларни бу мазарға елип келип, бу бизниң Қәшқәрдин чиққан әвлийа бовимизниң йатқан җайи дәп дуа-тилавәт қилип турған. Җәнубий Қазақстан вилайити Созақ йезисида истиқамәт қилидиған қериндашлиримиз өзлирини ғоҗилар әвлади екәнлигини алаһидә тәкитләйду.
Бизгә әҗайип мәдәний йадикарлиқларни, роһаний бирликни, өмлүкни, инсанпәрвәрликни вәсийәт қилип кәткән, тарихта нами бар намайәндиләрни инсанийәткә ортақ дәп қараймиз. Әхмәт Йассавий «Өз диниңдикини дост тут, өзгә диндикини дүшмән демә», – дәп ейтса, улуқ Абай «Адәмзатниң барлиғини сөй бағри дәп» дегән екән. Биз достлуқни, бирликни күйлигән әҗдатлар сөзигә әмәл қилған вақитта, бир-биримизни чүшәнсәк һөрмәтлисәк бәрикәт тапалаймиз. Тарихий һәқиқәтни әвлатларға йәткүзәләймиз. Созақта һайат кәчүриватқан қандашлиримиз билән йол жирақиға қаримай көңлүмизни йеқинлаштурған, достлуғи йарашқан Қурал Ержанов билән Ваққас Мәмәдинов еди. Қазанчи әвлийа нами билән тонулған Абдуләзиз Қәшқәрийниң йатқан қутлуқ топриғиниң мал тәрипидин чәйлинишкә тайин тапқанлиғини көргән Ваққас Мәмәдинов мазарниң әтрапини қоршап рәткә кәлтүрүшкә кетидиған чиқимни өз һөддисигә алди. Шундақла созақтики Уйғур аилилириниң хәлқимизниң авази «Уйғур авази» гезитини елип турушқа һамийлиқ қилди. Ваққас Мәмәдиновниң қоллап қувәтлишидә Созақ дийарида болуп қайтқан журналистлар тәрипидин гезитқа мақалилар йезилса, телевиденийадә сйужетлар көрситилди. Созаққа болған сәпәрләрдин кейин Ваққас Мәмәдиновниң һамийлиғида «Төрт дәрваза ичидики түгимәс сир» дәп атилидиған һөҗҗәтлик филм Уйғур, Қазақ, Рус, Инглиз тиллирида йоруқ көрди. Нәтиҗидә җамаәтчилик созақлиқларниң турмуш-тәризи, Абдуләзиз Қәшқәри һәққидә мәлуматларға егә болди.
Мошундақ милләтпәрвәрлик паалийәтниң арқисида топа астида йатқан гөһәрму йалтирайдекән. Бу қетим созақлиқлар қоршилип, әтрапи рәткә кәлтүрүлгән Абдуләзиз Қәшқәри мазариниң йенида чоң нәзир өткүзүп, миннәтдар қәлбләрниң бәлгүси ретидә гүлдүрлигән алқишлар билән чапан йапти. Уму өз новитидә қериндашлириға атап елип кәлгән соғиларни тапшурди. Тарихий мәнбәләрдә йезилишичә, улуқ ипәк йоли бойидики төрт тәрипидә төрт дәрвазиси бар қорған ичидики шәһәр – Созақниң сирлиқ қапқилириниң ичидә техи талай ечилмиған сирларниң барлиғи ениқ. Мошундақ ойни бешидин кәчүриватқан Ваққас Мәмәдиновқа Санк-Петербургтин телефон кәлди. Иниси Азат Ермитажда Уйғурларниң буддизм дәвригә аит көргәзмә өтүватқанлиғини хәвәрлиди.

Мәңгүлүк достлуқ

Қазақстан Җумһурийитиниң мустәқилликкә еришкәндин кейин мустәқил әл сүпити билән дунийа сәһнисидә өз орнини бәлгүләшкә башлиди. Мустәқилликниң дәсләпки жиллири хәлиқ ихтисадий қийинчилиқларға дучар болсиму, мустәқилликниң, әркинликниң күчи кәлгүсигә болған үмүт отини лавлитип, пәқәт алға меңишқа йетәкләтти. Президентимизниң дана сәйасити арқисида Қазақстан дийарида истиқамәт қиливатқан милләтләрниң достлуғиға, бирлигигә алаһидә көңүл бөлүнди. Шуниң билән биллә Қазақстан дийаридики течлиқ, хатиржәмлик, турақлиқниң капалити болған милләтләр арисидики  бирлик сепини ажизлаштурушқа тиришидиған ташқи күчләрниңму йоқ екәнлигинини инкар қилғили болмайду. Уйғур, қазақ миллитиниң оғланлири Ваққас Мәмәдинов билән Қурал Ержановниң достлуғиниң арисида «ипәк йолидики достлуқ» мавзуси билән дүгләк үстәл әтрапида икки милләт зийалилириниң баш қошуш мәрасими өткүзүлди. Жәмийәт әрбаби, мәдәнийәтшунас Мурат Әуезов,академик Абдувәли Қайдаров, тарихчилар Мунир Ерзин, Хайролла Ғабжалилов, қатарлиқ көплигән зийалилар қатнашқан бу мәрасимда бирлигимизгә дәз чүширидиған һәр қандақ иғваларға йол қойулмаслиқ керәклиги һәққидә алаһидә тәкитләнди. «Ейтилған сөз етилған оқ» демәкчи айрим әхбарат васитилиридә миллитимизгә қарита ейтиливатқан сәлбий пикирләр алликимләр тәрипидин уйуштурилған «әхбарат урушиниң» бир тәрипи, йилтизи бир түркий хәлиқләргә қарита империйаларниң «өз гөшини өз йеғида қоруш» сәйаситиниң бир көрүнүши екәнлигини ениқ чүшинишимиз керәклиги һәққидә ейтилди. «Әл бар йәрдә, әр бар, әр бар йәрдә әл бар», «әр қәдрини әл биләр» дәп дана хәлқимиз ейтқандәк, бу баш қошушниң тәшәббускари Ваққас Мәмәдиновқа көпчилик һәқиқәтәнму рази болуп қалған еди.
Әслидә бир шәхс өзи тән қәвмниң, милләтниң вәкили. Шу шәхсниң  жүрүш-туруши, мәдәнийити, билими, әхлақи арқилиқ әтрапидики башқа қәвмдикиләрниң у тәәллуқ болған милләткә болған көз-қариши шәкиллиниду. Шуңлашқа һәр биримиздә аилә алдидики жавапкәрликтин башқа, жәмийәт, милләт алдидики жавапкәрлигимиз бар.
Дунийаниң қайси нуқтисида болмисун Ваққас Аббас оғли милләт алдидики борчини чоңқур һис қилған һалда, һәр қандақ мәсилигә чоң жавапкәрлик билән йандишатти. «Өзини сөйгәнләр өзгиниму сөйиду» дегәндәк униң қәлбидики хәлқпәрвәрлик һиссийат тәпти башқиларниңму диққитини жәлип қилатти. Қазақ хәлқиниң қәдирлик оғланлириниң бири Қурал Ержанов достини шу хисләтлири түпәйли һөрмәтләтти. Һәр иккисиниң қәлбидә хәлқигә болған сөйгү-муһәббәт долқунлап, бир-бири билән дост болушқа йетәклигән әйнә шу хисләтләр еди. Мажарстанлиқ Андраш Биро билән бирликтә Қурал Ержанов күтүмидики «қара бура» мәқбәрисиниң әтрапида дунийадики һун-түркийләрниң вәкиллирин жиғип чоң мәрасим өткүзүшни режиләпму қойған еди. Амал қанчә?
2016-жили туйуқсиз кәлгән әжәл алий пәзиләтлик инсан Қурал Ержановни аримиздин елип кәтти. Йахшидин йахши нам билән, бу дунийада қалдурған изи қалидекән. Қәлбидики изгү нийәтләрни әмәлий ишлири арқилиқ ройапқа чиқирип, түркий хәлиқләрниң достлуғини туғ қилған инсанниң қийапити, хатириси жамаәтчиликниң йадида сақлинидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

Әҗдади ортақ әвлатларниң дидарлишиш дәқиқилири

«Тәңриниң шапаити вә қоллиши билән Мажар, Қазақ, Өзбәк, Түрк, Әзәрбайҗан, Уйғур, Қирғиз, Башқурт, Чуваш, Болғар, Татар, Түркмән, Қарақалпак, Бурйат, Ноғай, Гагауз, Қарачай, Йақут, Корей, Йапон-Һунларниң әвлади һәммигә ортақ бүйүк әҗдатлириниң роһиниң алдида һәр бириниң тәғдири үчүн ортақ җавапкәрликкә егә».

(2010-жили өткүзүлгән һун-түркийләр қурултийиниң мураҗиәтнамиси)

Һунгарийа (Венгрийа-славйанчә атилиши) тәбиәт музейиниң илмий тәтқиқатчиси, антрополог, «Мажарстан-Туран» фондиниң тәсисчиси Андраш Биро Жолта билән миллитимиз җанкөйәри Ваққас Мәмәдиновниң өз ара достлуқ мунасивити икки хәлиқ арисидики изгү ишларға көрүк болмақта. Өзиниң йилтизини, тегини Мәркизий Асийадә дәп билидиған мажар алими Андраш Биро 2010-жилдин бери 160 миллион нопусқа егә түркий хәлиқләрниң вәкиллирини жиғип Мажарстанда икки жилда бир қетим «һун-түркийләрниң қурултийини өткүзүп келиватиду. Мажарстан һөкүмити тәрипидин һәртәрәплимә қоллап қувәтләшкә егә бу қурултайға, миллитимиз вәкиллириниң иштрак қилиши үчүн җанкөйдүргән Ваққас Мәмәдинов 2010, 2012, 2014-жиллири Уйғур делегатсийасигә рәһбәрлик қилип, миллитимизниң қедимий тарихи, мәдәнийити, сәнитидин дерәк беридиған «Уйғур өйини» тәшкилләп европилиқларниң қизғин қарши елишиға еришкән еди. Үч күн ичидә қурултайни тамашә қилған 150 миң адәмниң мәлум қисми Уйғурниң нағра-сүнийини, нахша-сазини аңлап, бай сәнитимиздин бәһирлинип миллитимизгә болған қизиқиши техиму ашти. «Мән бир вақиәни һеч қачан унтимаймән», – әсләйду Ваққас ака, – бизниң нағра-сүнәй авази йаңраватқан мәйданға адәмләр бир пәстила көпийип кәтти. «Уйғур өйи» дәп атилидиған көргәзмимизни зийарәт қилип, миллий кийимлиримизгә һәвәс билән қараватқан европилиқ йашларниң бири йенимға келип, бир нәрсиләрни дәп қолумни алди. Йенимда турған нәврәм тәрҗимә қилип бәрди у: «Әгәр маңа қайта туғулуш несип болса, мән Уйғур болуп дунийаға йарилишни халиған болар едим», – дегән екән.
Мана шу дағдуғилиқ қурултайдин кейин Ваққас Мәмәдинов билән Андраш Биро әҗдади бир әвлатларниң арисидики мәдәний алақини техиму чиңитип, мустәһкәмләш йолида бир қатар чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашурушни ойлапму қойған.
Даңлиқ антрополог Андраш Биро Жолта билән Абдулла Розибақиев намидики 153-көп саһалиқ гимназийадә учришиш өткүзүлди. Вәтинимиз Қазақстанда инақ-иҗил йашаватқан хәлиқләрниң миллий кийимлиридики оқуғучилар меһманни нан-туз билән күтүвалди. Гимназийа музейини, синипларни зийарәт қилғандин кейин учришиш меһманлири үчүн оқуғучилар тәрипидин тәййарланған консерт көрситилди. Консерттин кейин сөз алған Андраш Биро антропологийалик, археологийалик тәтқиқатларниң нәтиҗисидә мажарлар билән түркий хәлиқләрниң қан-қериндашлиғи дәлиләнгәнлигинини, ейтип һунларниң шанлиқ тарихидин қисқичә байанлап бәрди. Инсанийәт тарихида Тарим ойманлиғиниң муһим рол ойниғанлиғинини, Тәклимакан қумлиғиға дүмләнгән тарих бетидә ечилмиған талай сирларниң бар екәнлигиниму алаһидә тәкитлиди. Алимниң қисқичә илмий тәтқиқатларға асасланған байани зор қизиқиш һасил қилип, қатнашқучилар вуҗудида өтмүшидин пәхирлиниш туйғулирини долқунлатти. Мәзкүр учришишниң тәшәббускари Ваққас Мәмәдинов қедимда Атилла атниң бешини Европиға буриған болса, бүйүк һунларниң бүгүнки вәкили Андраш Биро әҗдатлар изи билән меңип, йилтизини Мәркизий Асийадә тапқанлиғини, миңлиған жиллар издигән қериндашларниң бир-бири билән көрүшүш пурситини йаритишта униң әҗри бебаһа екәнлигини, алаһидә тәкитлиди. Гимназийа мудири Алмута шәһәрлик мәслиһәт депутати Шавкәт Өмәров бүгүнки учришишниң йаш әвлат үчүн әһмийитиниң зорлиғини, оқуғучиларниң илмий лаһийиләридә йеңи мәнбә болалайдиған мавзуни көрүватқанлиғини ейтип, меһманға чапан кийдүрди. Ушбу мәрасимға зийалилар, «Достлуқ» мәһәллисиниң җамаәтчилик вәкиллири иштрақ қилди.
Даңлиқ антрополог Андраш Биро билән бирликтә венгрийагә Уйғур йашлирини оқутуш ишлирини қолға алмақчи. Һә, өзгә хәлиқләр бир хәлиқни аңлиқ, зийали шәхслири арқилиқ тонуйду.
«Көз йешида нәмләнгән зимин»
… Шатлиққа интилсаң қарши алди – пәрийат,
Һәр чоңқур нәпәсиң тарих налиси.
Җай сениң, бирақта өзәң унда йат,
Сән өз өйүңниң өгәй балиси.
(С. Мәмәтқулов «түгимәс ой»)
Йенидики топрақниң бир парчисидин әсирләр мабайнида өз Вәтинидә өгәйләнгән милләтниң налиси келәтти. Вәтән үчүн вәтән дәп, вәтәндин айрилғанларниң зари. Әң еғир азап-оқубәтләрни бешидин кәчүргәнләрниң арисида Уйғур дийарида киндик қени төкүлгән татар хәлқиниң қәһриман қизи Сөйүнгүл Чанишеваму бар еди. Туғулған дийарға болған сөйгү-муһәббити үчүн тәқиплинип өмриниң әң гөзәл йашлиқ дәврини түрмиләрдә өткүзгән Сөйүнгүл Чанишеваниң Уйғур тилида йезилған «Көз йешида нәмләнгән зимин» әсәрини рус, татар тиллириға тәржимә қилдурди. Зиминниң әйни әһвалидин дәрәк беридиған бу китап оқурмәнләрниң кәң аудиторийасигә һавалә қилиниши билән биллә Татарстан президенти Шаймиевқа тәғдим қилинди. 2017-жили ийун ейида «Әркин азийа» радиоси төвәндики мәзмундики хәвәрни тарқатти.
«Һазир Австралийадә туруватқан пешқәдәм татар зийалиси Сөйүнгүл Чанишева ханимниң Уйғур тилида йезилип, Уйғур зийалиси Рәһимә Маһмут тәрипидин инглиз тилиға тәрҗимә қилинған «Көз йешида нәмләнгән зимин» намлиқ тарихий романи хәлиқара қәләмкәшләр җәмийитиниң «2017-жилдики тәрҗимә әсәри» мукапитиға еришти. Йадиңларға салимизки, Сөйүнгүл Чанишеваниң «Көз йешида нәмләнгән зимин» романи 2009-жили Түркийадә йоруқ көргәндин кейин, һәрхил жилларда түрк, рус, татар вә инглиз тиллириға тәрҗимә қилинған».
Бу әсәрниң Джунийа жамаәтчилигигә тонуштурушта Ваққас Аббас оғлиниңму үлүши бар. Хәлқимиз арисидин йетилгән шаир-йазғучиларға қолидин келидиған ғәмхорлиғини қилишқа тиришатти.
Сөйүнгүл Чанишеваниң ана вәтинимиздә йүз бәргән сәйасий тәқипләшләр һәққидики бу романини дәсләп оқуп чиққанда, китапниң һәр бир бетидә хәлиқниң азаплиқ һайати тәсвирләңән.
Илйа Бәхтийа замандиши Сөйүнгүл Чанишева бешидин өткүзгән күлпәтлик күнләрни өз вақтида «Шәрқий Түркистан зари» шеирида изһарлап кәткән еди:
Ва, әзиз әл! Ва, әзиз жут! Гүл дийар!
Хорлиғидәк сәндә немә гуна бар?!
Ата-бовам маканидин бүгүнзә,
Саз орниға муңлуқ жиға аңлинар.
Ана Вәтәнниң жиғиси һелиму бесилғини йоқ. Амма миллионлиған қәлбләрдә пилдирлиған үмүт оти өчкини йоқ. Үмүт чириғи әвлаттин әвлатқа өтмәктә.
Униң йенида Вәтән егилириниң қанлиқ көз йешида нәмләнгән зиминниң бир парчиси…
Көләмлик портреттики дадисиниң нәзәри мошу топраққа тикилгән. Бир сиқим топрақтин шаир тили билән ейтқанда:
«Қара көзниң арминини сақлиғин,
Шатлиқ күни болғандиму керәк йаш» дегән сада келәтти.
Йенида аһу-пәрийадтин мискинләшкән зиминниң бир парчиси…