Shiraq-USY-da

Mehmet Uygur

Ширақ

Вәтәнпәрвәр, қәһриман йигит Ширақ уйғурларниң қәдимки әҗдади булған «Искит» (Сака)İskit (Saka) ларниң бир йигити болуп, у миладидин бурунқи 6-әсирдә йашиған.
Шәрқ дунйасиниң әң қәдимки тарихида ривайәт қилинған Хитай, Һиндистан вә Иранниң тарих вә диний китаблирида, шундақла оттура әсирдә йезилған әрәб-ислам умумий тарих китаблириға қариғанда Шәрқи Түркистан вә Ғәрбий Түркистан дәп аталған дөләтләрниң тарихи, дунйаниң әң қәдимки вә интайин муһим тарихи дәп атилиду. Бу әсәрләрдә пикир бирликигә келингән бир мәсилә, «Түркләрниң ана йурти», Асийаниң Шәрқидин Ғәрбигә созулған пайансиз Оттура Асийа йайлақлири болуп, булар Асийа қитәсиниң бәл умуртқисини тәшкил қилиду. Чәксиз кәткән бу земинда Шәрқтә Қидирхан (һинган) тағлири, Шималда Байқал вадиси, Алтай тағлири, Ғәрбтә Идил (Волга) дәрйаси, Хәзәр (Каспий) деңизи, Җәнубта Һиндиқуш, Памир, Қарақурум вә Қараңғу тағ (Коинлун) тизмилири вә Сериқ дәрйа билән қайтидин Қидирхан тағлири билән тутишидиған бир сизиқ ичидики бу җайлар түркләрниң ана йуртидур.

Бу земинниң Тәклимакан чөллиридәк асти-үсти чәксиз байлиқ билән толған аҗайип сирлиқ чөллири, дунйаниң әң чуңқур көли болған Байқал көлидәк көллири, асманға тақашқудәк һәйвәтлик алтун тағлири, чәксиз кәткән бүк-барақсан орманлири, көз йәткүсиз йайлақлири, көзниң йеғини йәйдиған зумрәттәк сүзүк су бойлириға җайлашқан ават шәһәр-кәнтлири әлмисақтин башлапла башқа дөләт вә хәлқләрни өзигә җәлп қилип, һәйран қалдуруп, һәсәт отлирини йалқунлитип һәм иштиһасини қозғап кәлгән.
Шуниң үчүн түрк миллитиниң ата мираси болған бу бипайан земинға тарихта нурғун йалмавуз сүпәтлик таҗавузчилар, туңгуз нәсиллик дүшмәнләр нийәтлирини бозушуп таҗавуз қилип бесип киргән. Бундақ вақитларда қаған-падишаһлиримиздин тартип, аддий хәлқимизниң әр-айаллиридин чиққан миллий қәһриманлиримизғичә бу әзиз дийарни аҗайип батурлуқ вә пидакарлиқ роһи билән қоғдап қалған. Әҗдадлиримизниң бундақ батурлуқлири, җасарити хәлқимизниң қәлбидин чоңқур урун елип, әсирләр мабәйнидә тилларда дастан болуп дәвримизгичә йетип кәлгән. Әнә шундақ қәһриманлиримизниң бири вәтәнпәрвәр, қәһриман йигит Ширақтур.

Уйғурларниң милли қәһримани Ширақ өзиниң қени билән уйғур миллитиниң тарихини йезип чиққан. У бир өзи йалғуз түмәнмиң кишилик дүшмән қошунини һалак қилип, әзиз вәтинини таҗавузчиларниң ишғалидин қоғдап қелиш арқилиқ қәһриманлиқниң үлгисини йаратқан.
Миладидин бурунқи 513-йили Парис империйисиниң тарихтики әң чоң һөкүмдари Дара-ı Искит (Сака) империйисигә таҗавуз қилип кириду.
Бу дәһшәтлик хәвәр чақмақ тезликидә пүтүн Туран земиниға тарқилиду. Уруш тәййарлиқи башлиниду. Он дәрйа вә тоққуз дәрйа вадилиридики ички-ташқи оғузларниң барлиқ әрлири ләшкәрликкә тизимлинип қораллинишқа башлайду. Оғузларниң бир тармиқи-Памир етәклиридә йашайдиған қәбилә-саклар һәммидин бурун йиғилип бастуруп келиватқан дәһшәтлик йавға қандақ тақабил туруш тоғрисида кеңәш өткүзиду. Кеңәш давам қиливатқан шу пәйттә йасавул кирип бир падичиниң чедирға киришни тәләп қиливатқанлиқ хәвирини йәткөзиду. Сорун әһли бир-биригә қаришип туруп қелишиду. Чүнки мундақ чоң бир сорунға падичиниң керишни тәләп қилиши уларни һәйран қалдурған иди. Сакларниң қағани «башлап кир!» дәйду. Баргаһ қоруқчиси һайалшимайла бир кишини башлап кириду. Натонуш киши ақсақалларға тәзим бәҗа кәлтүриду. Ақсақаллар натонуш падичиниң виҗик бойиға, титилип кәткән терә кийимлиригә көз йүгүртишиду.
-Аввал өзүңни мәлум қил! немә адәмсән? -дәйду сакларниң қағани.
-мени Ширақ дейишиду, йуртум Муз тағниң шәрқий йайлақлири, падичимән.
-сөзлә, немә муддиа билән кәлдиң?!
Ширақ йуқири авазда муддиасини байан қилиду:
-Һөрмәтлик қағаним вә ақсақалларниң немә иш тоғрисида кеңәш өткүзиватқанлиқини билип туруптимән. Йав босуғимизға келип қалди, барлиқ оғуз вә саклиримиз урушқа тәййарлиниватиду… Мән сакларниң ичидики әң кәмбәғили, ач-йалиңач һаләттә туруватқан хотун-балилирим бар. Әгәр силәр хотун-балилиримниң һалидин хәвәр елип турушқа вәдә бәрсәңлар, мән өз һайатим бәдилигә таҗавузчи Дара ләшкәрлирини гумран қилип муқәддәс земинимизни балайу апәттин халас қилимән!
Ширақниң бу мәрданә сөзлири баргаһ ичини тимтаслиққа чөмгүзиду. Бир қисим ақсақалларниң мәсхирилик тикилгән көзлиридики соғ нәзәр Ширақниң шиҗаәт, ирадә җушқунлап турған қәлбигә соғақ су сепип шүркәндүрүвәткән болсиму, Ширақ таҗавузчи дүшмән өзи үчүн дунйадики әң муқәддәс болған туприқиға таҗавуз қилип киргән бу җиддий вәзийәттә чишни чишләп җәсур қийапәттә тик туриду.
-дегинә, ләшкирий дарани қандақ йоқатмақчисән?
-сән бир, йав түмәнмиң, буни биләмсән?
-сениң күчүң немигә йетиду?!
-сеһиргәрму йа сән?
-йақ, бу сараң болса керәк…
Тушмутуштин йағқан соаллар алдида Ширақ қәддини тик тутуп туриду.
Ақсақаллар бир-биригә қаришиду. Ширақниң қәтий вә җәсурчә қийапити уларға йәткән иди.
-хотун-балилириңға биз игә,-ақсақаллар шундақ дейишиду.
Әр-хотун бир-биригә қаришиду, гәп-сөз қилишмайду. Көз йашлири арқилиқ бир-бири билән хошлишиду.
Ширақниң хотуни һәдәп кәйнигә қарап йум-йум йиғлайду. Техи кичик икки балиси.. .
Хәйр, қериндашлирим! хәйр, ана земин!!
Ширақниң бу йалқунлуқ, җараңлиқ авази пүтүн сакларниң йүрәклирини титритиветиду.

Ширақ буға мүңгүзидә сапланған кәң инлиқ, қопал, өткүр хәнҗирини алиду-дә, бурнини, икки қулиқини кесип ташлайду, бәдәнлириниң нәччә йерини тиливитиду. Саклар бу һәрикәттин чөчүп варқирап кетишиду. Ширақ гойа һечнимә болмиғандәк хәнҗирини ғилапқа салиду, йәргә үзүлүп чүшкән тән парчилири дик-дик қилип сәкрәп тохтап қалиду. Ширақниң бәдини қанға бойилиду. Униң киндик қени мушу земинға төкүлгән иди. У бүгүн бу земинға иккинчи қетим өз қенини төкиду.
Ширақ үстбешидики қан дағлирини сүртмәстин йолини давам қилиду. Униңға ачлиқму, уссузлуқму, йол азабиму кар қилмайду. Униңға пәқәт бирла мәқсәт күч беғишлайду. Шу күч униңға озуқ, су, арам иди. Күн чиқиду, патиду. Кечә болиду, таң атиду. У ахир мәнзилигә йетип бариду.
Дараниң шаһанә чедири йенидики егиз мома йағачниң учиға Парис империйисиниң туғи есилған иди. Ширақ икки нәпәр ләшкәрниң назарити астида шаһ чедириға йалап елип кирилиду вә тәхткә робиро қилип турғузулиду. Алтун тәхттә мәғрур гидийип олтурған Дара Ширақниң мейип-мәҗруһ қийапитини көрүп, қапақлирини түриду вә авазиға һәйвәтлик түс берип: «әрзиңни ейт!» дәп хитаб қилиду.
Ширақ шаһ Дараға, андин тәхтниң икки тәрипидә мәртивә салаһийитигә мунасип орун елишқан вәзир-вузра вә һәрбий қоманданларға салам бәҗа кәлтүргәндин кейин:
-әй шаһларниң шаһи, сән адилсән, қудрәтликсән! ғәзипиңдин тағлар титрәйду, деңизлар ташиду. Мән сениң аләмгә мәшһур нам-шәрипиңни, сәлтәнитиңни аңлап кәлдим. Наһайити йирақ, Оғузлар елидики Сак қәбилисидинмән, әй шаһ, әрзимгә қулақ салғин. Мән саңа итаәт изһар қилиш арзусида болғанлиқим үчүн, мушу қисмәткә дучар болдум. Қериндашлиримға: «улуғ шаһ дара алийлириға итаәт қилайли, әл болайли» десәм, улар рәһимсизлик билән бурун, қулақлиримни кесип ташлиди. «Хаин» дәп һақарәтлиди, һәтта өлтүрмәкчи болушти. Пәйт тепип қечип, дәргаһиңға дад ейтип кәлдим. Мениң һалимға йәт, саклардин қисас елишимға йардәм бәргин. Мениң әрз-дадим шу!

Дәрдмән билән дадхаһниң көзлири бир-биригә удул тикилишиду. Ширақ Дараниң көзигә тикилип туратти. Шаһниң даим қәһрлик учқунлар чақнап туридиған көзлиридә қизиқиш, һайаҗан әкс етиду. Буниңдин кейинки йүрүштә тез илгириләш, шөһрәт, ғалибийәтниң туғини йәттә асманниң қәһригичә ләпилдитиш үчүн униңға дәл Шираққа охшаш өз вәтинидин йүз өрүгән кишиләр керәк иди.
Дара-ı сәл җимҗитлиқтин кейин, орнидин туруп тәхттин чүшиду. Отқаштәк җулалинип турған йумшақ пайандаз үстидин меңип Ширақниң алдиға келиду. Өзигә тәлмүрүп-ниҗатлиқ тиләп турған мәҗруһ қачқунниң турқиға һесдашлиқ нәзәри билән тикилиду.
-Сениң әрз-дадиңсизму мән бәрибир ашу земинни зәбит қилимән. Сәпиримниң мәнзили сениң елиң. Қени ейтқина, Туран ели маңа йавашлиқ билән итаәт қилмасму?
-Қудрәтлик улуғ шаһим,-дәйду Ширақ-саклар нурғун хәқ, улар он уйғур, тоққуз оғуз дәп атилидиған қәбилиләрдин тәркиб тапқан. У хәқниң һесабиға сан йәтмәйду. Улар турған земинниң уч-чеки йоқ. Шаһ алийлири, улар ат үстидә туруп, алдиға қарап қанчилик тез вә зәрб билән қилич урса, арқисиғиму шунчилик тез вә чаққан қилич уриду… Мән кичикимдин пада беқип, дала кезип өскәчкә, өз елимниң тағ, дәрйа, йол түзүлүшини бәш қолдәк билимән. Сениң ләшкәрлириңни бихәтәр башлап апирип, уларниң бихуд-бипәрва турған пәйтини таллап һуҗум қилишқа капаләт беримән. Ләшкәрлириң йәттә күнгә йәткүдәк озуқ, су ғәмливелиши лазим. Ачкөз ақсақалларниң бешини йәп, әлниң улуғ шаһ Дараниң қолида хатирҗәм һайат кәчүрүшини арзу қилимән…
Дара ı-алдидики чақмақтәк сөзләватқан шорлуқ падичиниң өзигә көрситиватқан садақәтмәнликини көрүп, разимәнлик билән бешини лиңшитиду һәм мейиқида күлүп қойиду.
Йарайсән!-дәйду Дара ı-хушал болуп,-мән сениң қисасиңни елип беримән. Ләшкәрлиримгә сән йол башла, мән мушу йәрдә қелип, қомандан Ранус Чаттин ғәлибә хәвирини күтимән!
Алий һәрбий кийим кийгән, егиз гәвдилик, сүрлүк қомандан Ранус Чат орнидин туруп, кәйнигә үч қәдәм шохшуйду, андин: «Улуғ шаһимиз үчүн җеним пида!» дәп қәсәмйад қилиду.
Шаһ Дара адәмлиригә буйруп Шираққа уста атчиларниң қолида тәрбийиләнгән бир қула арғимақ соға қилиду.
Иран ләшкәрлири мингән атларниң туйиқи тәгкән таш-шеғиллар ғеҗилип упрайтти. Туйақлар астидин көтүрүлгән қойуқ, сериқ чаңлар асман-пәләкни қаплап, күн нурини тосатти. Борандәк дәврәп келиватқан ләшкәрләрниң баш-ахириға көз йәтмәйтти.
Биринчи күни йол йаман болмиди, тез-тез отлақлар учрап турди. Иккинчи күни тәбиәт өзгирип, қағҗириған отлар анда-санда учрайдиған болди. Үчүнчи күни қуруқ чөл, дәшти байаван башланди. Ләшкәрләрниң ләвлири қурушқа башлап, күндин-күнгә әһвал еғирлишишқа йүзләнди. Иран ләшкәр беши Ранус Чатниң тақити-тақ болди. У Ширақтин гуманлинип қалған иди. У қиличини Ширақниң бойниға тәңләп туруп:
-«Синиң елиңгә йәттуқму? Йәнә қанчилик йол маңимиз?! бизни хәтәргә башлидиңму-немә?!» дәйду.
Ширақ җавап берип:
-«Ләшкәрлириң бош, чидамсиз икән, йәнә қанчилик йол маңимиз дәйсәнғу? Алдимиздики мушу қумлуқтин өтсәкла сакларниң бурни астидин чиқимиз. Маңа қилич тәңләватамсән? Өз қериндашлиримға-сакларға йахшилиқ қилай десәм улар қулақлиримни, бурнумни кесивәтти. Әмди шаһ Дара алийлириға көрсәткән садақитим бәдилигә сән қопуп бойнумни кәсмәкчиму? Мән кимгә йахшилиқ қилсам, кимгә вапа қилсам шуниңдин маңа җапа келиватиду…».
Ширақ ағзида шундақ десиму, Ранус Чатниң растин өлтүрүветишигә ишәнмәйтти. Чүнки, бу саәттин кейин пүтүн кийанйан ләшкәрлириниң тәқдири Шираққа бағлиқ болуп қалған иди.
Ранус Чат бирдинла йумшап қалиду, бошайду, мулайимлишиду… Униң алдида Ширақ көрсәткән чәксиз қумлуқ намайән болиду.
Сәпәрниң йәттинчи күни сакларниң өзи түгүл сайисиму көрүнмәйду. Пүтүн әтрап гойа чәксиз кәткән қум барханлириға айланған иди.
Ранус Чат бу вақитқа кәлгәндила алданғанлиқини билип йетиду. У:
-«Сән бизни бу чөлгә алдап әкирип һалакәт гирдабиға башлимақчиму?» дәйду, Шираққа дивәйләп.
…..

Бу вақитта Ранусчатниң нерва системилирида ғәлитә, аҗайип қорқунчлуқ туйғу пәйда болиду. У, қәһр-ғәзәп йалқунида қизарған, көзлирини чәкчәйтип, Шираққа варқирайду:
-Әй теги пәс, иплас! Шаһимиз алдида қилған вәдәңгә әмәл қилмидиң, бизни алдидиң! Бизни сакларниң қешиға әмәс, бәлки барса кәлмәс йолға башлап кәпсән. Озуқ, суму түгиди. Йәм-хәшәкму йоқ. Ейтә, сак ләшкәрлири нәдә? Әй алдамчи!
-һа … Һа … Һа…!
Батур Ширақ өз мәқситиниң бундақ тосалғусиз әмәлгә ашқанлиқидин қаттиқ һайаҗанға чөмгән иди.
-Мән йәңдим! Йалғуз бир өзүм ана туприқим Туран земининиң бешиға кәлгән балани дәпнә қилдим. Ләкмиңлиған таҗавузчи иран ләшкәрлирини һалакәткә елип кәлдим, пайансиз қумлуққа дәпнә қилдим! Әй Ранус Чат әнә көр, бу-улуғ Тәклимакан қумлуқи. Сән һазир дәл шу қумлуқниң оттурисида туруватисән. Төт тәрәпниң қайсисиға маңсаңму, бәрибир йәттә күнлүктин йол. Озуқуң, сүйүң түгиди. Әмди халиған тәрәпкә маң, бәрибир һалак болисән. Мени вәдәңгә әмәл қилмидиң, дәмсина! Мән өз хәлқим, ана вәтиним алдида қилған вәдәмгә әмәл қилдим.
Чәксиз изтирапқа чүшкән Ранус Чат қиличини шарттидә суғуруп мәғрур қийапәттә қарап турған Шираққа қилич чапиду. Ширақниң каллиси қум үстигә чүшиду, тениму ғулап чүшиду. Униң қени үчинчи қетим өз туприқиға төкүлиду…
Шундақ қилип вәтәнпәрвәр, қәһриман Ширақ бир өзи қурбан бериш бәдилигә ләкмиң кишилик зор Иран қошунини Тәклимакан чөлидә һалак қилип Туран земинини таҗавузчиларниң истиласидин сақлап қалиду.
Ширақ уйғурларниң образиға вәкиллик қилалайдиған һәқиқий бир шәхсийәттур.
…..