Среда, 25 декабря, 2024
АммибабТарихУйғурлар

Mehmud Qeshqiriyge köre qaraxaniylarda tébabet

 

 

Әнвәр Йасин

Бу мақалә 2008-йили 5-айниң 20-24-күнлири Түркийәниң Конйа шәһиридә өткүзүлгән «1- қетимлиқ хәлқара түрк тип тарихи қурултийи» ниң мақалилар топлимидики нусхисиға асасән Йүсүпҗан Йасин тәрипидин уйғурчилаштурулди.

Қараханийларда тебабәтниң айрим бир пән сүпитидә тәрәққий қилғанлиқини ейтишқа болиду. Бу дәврдә йезилған икки шаһ әсәр «дивану луғатит түрк» билән «қутадғу билиг» бир мунчә темиларда тебабәт билән мунасивәтлик иди. 11-әсирдә уйғурлардин йетишип чиққан вә ашу шаһ әсәрләрниң аптори болған Йүсүп билән Мәһмудтин ибарәт бу икки бүйүк шәхс тил вә сийасәт саһәсидә тәтқиқат елип барған болсиму, улар өз дәвриниң тебабәт мәдәнийити һәққидиму хелила тәпсили мәлуматларни бәргән иди. Бу икки алимниң әсиригә обдан бир нәзәр ташланса, уларниң тебабәт саһәсидиму мол билимгә игә икәнлики мәлум болиду. Әлвәттә бу хил һаләт қараханийларниң мәдәнийәт һайатида тебабәтниң наһайити муһим орунға қойулғанлиқи билән мунасивәтлик иди. Әмма, қараханийлар дәвридики уйғурларниң тебабәт билимлирзини толуқ һалда йоритип бирәләйдиған бирәр мәнбәгә игә әмәсмиз. Дунйаға мәшһур башқирт алими Әһмәд Зәкий Вәлиди тоған манисада шәрқий қараханийлар һөкүмдари әл – һәсәнниң оғли әл – мәмунға беғишланған бир теббий китабни тапқан.(1)Бу әсәрниң қараханийлар дәвридики тебабәт илмигә даир муһим вә йитәрлик бир мәлумат биридиғанлиқиға ишинимиз. Әпсус, бу әсәр қолимизда болмиғанлиқи үчүн бу һәқтә һазирчә бир нәрсә дейәлмәймиз.

Қараханийлар дәвридики тебабәт һәққидә башқа мәнбәләрдә вә тепилмилардиму бәзи мәлуматлар учрайду. Әмәлийәттиму қараханийларда Баласағун, Қәшқәр, Сәмәрқәнд, Бухара, Тирмиз, Үргәнч вә Мәрв қатарлиқ чоң шәһәрләрниң мәдәнийәт вә маарип һайатида тебабәтчиликни өз ичигә алған түрлүк пәнләрниң оқитилғанлиқи вә ашу саһәләрдә системилиқ тәтқиқатларниң елип берилғанлиқи билинмәктә.
(2)Тунҗи түрк- ислам һөкүмдари Сатуқ Буғрахан дәвридә Қәшқәрдә қурулған университит дәриҗисидики сачийә мәдрисисиниң заманисиниң билим очиқиға айланғанлиқи мәлум.
(3)Бу мәдристә тивип қатарлиқ түрлүк пән алимлириниң йитишкәнлики муһәққәқтур. Қараханийлар дәвридики бизгә исми мәлум болған Имамүддин Кашғәрий, Муһәммәд ибн Рәшид ибн Әли Кашғәрий, Муһәммәд Әли Муһәммәд Имин қатарлиқ мәшһур тивипләрниң илмий һайати ашу мәдрис билән зич бағланған иди. Имамүддин Кашғәрий(туғулған вә өлгән вақти ениқ әмәс)йалғуз тебабәт саһәсидә тәтқиқат билән шуғуллинипла қалмай, йәнә сачийә мәдрисидә мудәррис болған. У «рисалә чөпчин»дегән бир китап йазған. У йәнә сачийә мәдрисидә оқутиливатқан «әл қанун фит тебб»намлиқ әсәрни шәрһийләш мәхситидә «шәрһи әл- қанун»вә «шәрһи шипа» намлиқ китапларни йазған. Алдинқиси қараханийларниң бир хақаниға (ким икәнлики мәлум әмәс)тәқдим қилинған. Хақан бу китабни оқуғандин кейин, Имамүддин Кашғәрийни ордиға тәклип қилип, униң билән тебабәт һәққидә сөһбәтләшкән. Имамүддин Кашғәрий тәрипидин йезилған «шәрһи әл қанун»дегән даңлиқ әсәр қараханийлар тәрипидин дөләтниң сақлиқни сақлаш дәстури қилип бикитилгән.
(4)Бу тивипниң опиратсийә саһәсидиму наһайити тәҗирибилик бир җәрраһ икәнлики мәлум. Урушта йариланған әскәрләрниң униң қолида опиратсийә қилинлиқи тарихий әсәрләрдә тилға елиниду. Имамүддин Кашғәрийниң оқуғучиси Муһәммәд ибн Рәшид ибн Муһәммәд ақ кесәл(бәрәс)ни давалап сақайтишни өзи биваситә әмәлийәттин өткүзгән. У милади 1083-йили Қәшқәрдә аләмдин өткән.
(5)Қараханийлар дәвридә Йәркәндә йашиған мәшһур тивип Муһәммәд Әли Муһәммәд Имин «зийаул қулуп»)қәлп нурлири) намлиқ тибабәтчилик әсирини йезип чиққан. Бу китапта Ибн Синаниң «әл қанун фит тебб»дегән надир әсириниң уйғур тебабәт маарипида тутқан орни билдүрүлгән.
(6) 12-әсирдә Хотәндә йашиған әлламә Алаиддин Муһәммәд Хотәни ислам асаслириға тайинип, «әл фиқһу тиббийә»дегән китабни йазған. Бу китапта теббий хадимларниң қәстән йаки сәвәнлик билән садир қилған хаталиқлирини шәриәт һөкүми бойичә бир тәрәп қилиш тоғрисида бир нәччә маддилиқ қанун бәлгиләнгән. Бу китапта йәнә тивиплар вә башқиларниң адәмләрниң саламәтликигә җисманий вә роһий җәһәттин зийан йәткүзгән җинайәтлири үчүн бирилидиған җаза бикитилгән.
(7)Шуниму ейтиш керәкки, қараханийларниң тебабәт маарипиниң шу дәврниң әнәнисигә уйғун һалда устаз – шагирит мунасивити бойичә хусуси бир мәсләк шәклидиму елип берилғанлиқи оттуриға қойулмақта. Әпсус, йуқирда исми тилға елинған тивипләрниң һайати вә уларниң теббий мәшғулатлири һәққидә қолимизда бар матирийаллар пәқәт тарқақ мәлуматлардин ибарәт болғачқа, бу мәнбәләр қараханийларниң тебабәт саһәсидики омумий тәрәққийатини толуқ көрситип беришкә купайә қилмайду. Шу сәвәплик, қараханийларниң тебабәт мәдәнийити һәққидә омумий бир мәлумат бириш үчүн шу дәвриниң шаһ әсири һесапланған «қутадғу билиг»билән «дивану луғатит – түрк»кә мураҗиәт қилишқа мәҗбурмиз.

Мәлум болғинидәк, түркийләрдә тебабәт үч миң йилдин артуқ тарихқа игә болуп, униң нәзәрийә системисиму төт асасий маддиға тайиниду. Түркийләрдә миладидин наһайити бурунла су, һава, от вә тупрақтин ибарәт төт амилниң тәбиәт, пүткүл җанлиқлар вә адәм организминиң асасий нигизини тәшкил қилғанлиқи оттуриға қойулған. Кейинки вақитларда елип берилған тәтқиқатларда бу нәзәрийиниң йат милләтләрдин түркийләргә өткән бир хил мәдәнийәт бәлгиси болмастин, бәлки түркийләрниң һайатлиқ вә сағламлиқ һәққидики чүшәнчилириниң мәһсули икәнлики айдиңлашти.
(8)«Қутағу билиг»тин мәлум болушичә, төт маддиға тайанған нәзәрийә системиси вә униңдин һасил болған төт хилт һәққидики қарашлар қараханийлар дәвридики тебабәттиму йитәкчи орунда турған. Баласағунлуқ Йүсүп Хас Һаҗип буни тәкитләпла қалмай, йәнә инсанниң төт хилтниң бузулуши билән кисәл болидиғанлиқини, тәкшүрүш усули вә диагнуз қойуш, кесәлликләр, дорилар, давалаш усуллири, тивипларниң җәмийәттики орни вә саламәтликни қоғдаш һәққидики тәвсийәләрниму тилға алған.
(9)Йүсүп Хас Һаҗипқа көрә, қараханийларда кесәлгә тумур тутуш арқилиқ диагнуз қуйилатти. Әсәрдә қан қетиш, қәвзийәт, тамақ сиңмәслик, иштаһсизлиқ, иссиқи вә соғиқи ешип китиши, бәлғәм көп болуш, қан күчийиш, миңә қизип баш ағриш, елишип қелиш, паралич вә даваси йоқ кесәлликләр қатарлиқ ондин артуқ кесәлликтин сөз ечилған. Йәнә бәш хил тәййар дориниң исми көрситилгән. Улар җувариш, мәиҗүн, тәрйак, матридус вә сүргә қатарлиқлар иди. Униңдин башқа йәнә ипар, қәләмпур, шәлисә, үрүк меғизи, зәпиран гүли, буғдай, тәрәнҗивил, фуқа(буғдайдин ишләнгән шарап), мәйзап(үзүм һариқи),җула(әтиргүл сүйи)қатарлиқ 32хил дориниң нами бар. Шуни әскәртиш керәкки, тилға елинған бәзи дориларниң исми китапта дора сүпитдә тилға елинмисиму, буларниң қәдимки уйғурлар тәрипидин «қутадғу билиг»йезилиштин 300йил һәтта униңдинму бурун дора сүпитидә қоллинилғанлиқи оттуриға қойулмақта. Бу 9-әсирдики идиқут уйғур дөлитиниң тибабәт илмигә бағланмақта. Қәдимки уйғур йезиқида йезилған тебабәткә аит қол йазмилар 3-қетимлиқ «германийиниң турпанни тәкшүрүш екиспидитсийә әтрити»тәрипидин қәдимки идиқут шәһридин елип китилгән. Һазир Берлиндә сақлиниватқан «қәдимки уйғурларниң тебабәтчиликигә аит һөҗҗәт»тә җәмий 108хил дора хатириләнгән болуп, йуқирида ейтилған дориларниң көп қисми бу һөҗҗәттә учрайду.
(10)Буниңдин башқа йәнә алаһидә тилға елип өтүшкә тигишлик бир ноқта барки, Йүсүп Хас Һаҗип милади 1069-йили йезип тамамлиған «қутадғу билиг»намлиқ бу катта әсиридә уйғурлардики иҗтимаий тәбиқиләрдин сөз ачқанда тивипләр һәққидиму тохталған иди. Буниңға қариғанда, әсәрдә тилға елинған иҗтимаий тәбиқиләр қара бодун-хәлқ, табуқчи-мәмур, сатиқчи-содигәр, отачи-лайик тивип, әпсунчи, роһий тивип, мунәҗҗим, вәзир, су баши-қомандан, битигчи-катип қатарлиқ бир тизмида көрситилгән. Бу қатламлар ичидә тивипләр йуқири дәриҗидики бир кәспкә мәнсуп кишиләр һесаплинатти. Бу китапта әпсунчи дәп аталған роһ тивиплириниң җин тәгди дейилидиған роһий кесәлликләр билән һәпилишидиғанлиқи билдүрүлүш билән бир вақитта отачи дәп аталған, пән вә тәҗирибигә тайанған тивип билән әпсунчи дәп аталған роһ тивиплири оттурисидики пәрқ көрситилгән. Болупму түвән вә йуқири дәриҗилик һәр кәсп билән мәшғул болидиғанларниң тиришчан, дуруст вә пидакар болуши керәклики тәкитләнгән, тивиптинму бу алаһидиликләр күтүлгән(11)Йүсүп Хас Һаҗип бу хил селиштуруш арқилиқ қараханийларниң тибабәттә маддий давалашқа наһайити әһмийәт бәргәнликини вә бир мунчә милләтләрдә омумий һаләткә айланған мистик етиқадларға вә буниңға бағлинидиған давалаш усуллириға етибар қилмиғанлиқини билдүргән.

Мәһмуд Кашғәрий тәрипидин йезилған «дивану луғатит-түрк»(төвәндә « диван»дейилиду) 11-әсир түркчисиниң бүйүк бир сөзлүкидур. Бу китапқа киргүзүлгән сөзлүкләр ичидә өсүмлүкләр, дәрәхләр, мәдәнләр, һайванлар, йимәк-ичмәкләр, түрлүк сайманлар, кесәлликләр вә дориларниң намиму учрайду. Булар қараханийларниң теббий саһәсигә даир хелила әтраплиқ мәлумат һесаплиниду. Бу әсәргә киргүзүлгән тебабәт билән мунасивәтлик билимләр вә аталғуларни мундақ түрләргә айришқа болиду.

1- Кесәлликләр

Мәһмуд Кашғәрийниң билдүришичә, 11-әсирдики түркий тилда «иг»(1-том,67-бәт),«ағриқ»(1-том,133-бәт), «кәм»(1-том,440-бәт), «титик»(1-том,501-бәт), «сүгәл»(1-том,512-бәт), «тоға»(3-том, 310-бәт)қатарлиқ сөзлүкләр «кесәллик»дегән мәнидә қоллинилған.«чәрләнмәк»сөзиму «кесәл болмақ»(2-том,355-бәт)дегән мәнидә келәтти. Мәһмуд Қәшқәри йәнә шу дәврдә көрүлгән кесәлликләрниму тилға елип өткән.
«Диван»да учрайдиған кесәллик намлири мундақ:

Урра – әрләрдә болидиған чеқиқ кесили.оғузчә.(1-том, 55-бәт)
Өз – гас, паң.өз киши- гас адәм.(1-том, 63-бәт)
Ум- ашқазан исилис, қорсақ ағриш.әр ум болди- адәмниң қорсиқи ағриди.гөшни җиқ йигәнликтин адәмниң қорсиқи ағриди.(түркчә,1-том, 49-бәт)
Әнүч -көзгә өскән пәрдә. (1-том,74-бәт)
Алуқ – таз, теқир баш.алуқ әр- теқирбаш адәм.( түркчә,1-том,67-бәт)
Өтүк – өтүг, өтүк.ич өтүш вә қусуш кесили.аңа өтүг кесили тәгди(.1-том,93-бәт)
Ала – ала.бәдинидә еқи бар адәм1( -том,123-бәт) кишиниң бәдинидә ақ кесәл пәйда болди.(1-том, 241-бәт)
Учғуқ-учуқ, зукам.( 1-том, 133-бәт)
Әвшүк – чаплашқақ кесәл. (1-том,142-бәт)
Айбаң- аңпаң.айбаң әр- айпаңбаш адәм.чигилчә.(1-том,158-бәт)
Атғақ- қулунҗи.қеринида су йиғилиш кесили. (1-том,160-бәт)
Ахсақ- ахсақ. (1-том,160-бәт)
Үрүң- ақ дағ.өсмүрләрниң тирниқиға чүшидиған ақ.(1-том,181-бәт)
Әрәңәйү – ериңай.алтә бармақлиқ адәм. (1-том,183-бәт)
Инәгү-киндик удулида пәйда болидиған йәл санҗиқиға охшаш бир хил кесәл.(1-том,185-бәт)
Ануми-моху кесили. (1-том,185-бәт)
Тутуғ- тутқақлиқ.униң тутқақлиқи бар. (1-том, 483-бәт)
Исиркәнди-иссиқлиқ өрлиди.униң бешиға (узунғичә чечини алдурмиғачқа исситма сәвәбидин)иссиқлиқ өрлиди. (1-том, 382-бәт)
Қисир – туғмайдиған хотун йаки һайван. (1-том,472-бәт)
Сариғ – сериқ.адәмдә болидиған өт кесили йәни сәпраму «сариғ»дейилиду. (1-том,484-бәт)
Сариғ су- қеринда топлинидиған сериқ су.(1-том,485-бәт)
Чолуқ – чолақ. (1-том,495-бәт)
Бәзик – бәзгәк, титрәк.(1-том,500-бәт)
Чәчәк- чечәк кесили.(1-том, 504-бәт)
Кәзик- кезик.бәдәндә титрәк пәйда қилидиған бир хил исстма.(1-том,508-бәт)
Сариғ кәзик- сериқ кесәл. (1-том,508-бәт)
Сигил- сүгәл. (1-том 512-бәт)
Бүкин- әрлики йоқ адәм, әрлики зәип киши. (1-том,519-бәт)
Күлгү- күлкә.адәмни туйуқсиз һушидин кәткүзидиған тиқилма)сәктә)кесилиму «күлгү»дейилиду. (1-том,561-бәт)
Талған иг- тутқақ кесили. (1-том,570-бәт)
Чалқан- йариниң әрдиши, бир йәрдин йәнә бир йәргә тарқилиши. Мәсилән:адәмниң путлири ишшиғанда, теқимиға бәз чүшкәндәк. (1-том,574-бәт)
Талағу – өткүр оға.тиз өлтүридиған зәһәр.толғақ кесилиму «талағу»дейилиду. (1-том,583-бәт)
Тумағу – туму, зукам. (1-том,583-бәт)
Чипиқан – чиқан.бәдәнгә чиқидиған бир хил йара. Униң рәңги чиланға охшаш қизил болғанлиқтин шундақ атилиду. (1-том,585-бәт.)
Қирбас әр- теқирбаш адәм. (1-том,600-бәт)
Тоқлуқ – адәмниң айпаңлиқи, һайванниң мүңгүзсизлики. (1-том, 613-бәт)
Қилтиқ – қомақ, баш кепики.башта болидиған кипәк. (1-том,620-бәт.)
Түклүк – қарғу,кор.(1-том,623-бәт)
Көзи чәрлиг – көзи чарлашқан адәм.кичиси көрүп күндүзи көрмәйдиған, тутуқ күндә көрүп учуқ күндә көрмәйдиған адәм. (1-том, 623-бәт)
Пичғил – қол вә путтики йериқлар. (1-том,627-бәт)
Сәңил – сәпкүн.йүздики сәпкүн,дағ. (1-том,629-бәт)
Чүмәрүк – шәлвә көз.чүмәрүк киши- көзи йашаңғирап аҗизлашқан киши.(1-том,635-бәт)
Қамчиғу – қапартқу.калпукқа, бармақларға чиқидиған қапартқу.адәттә ағритип вә қичиштуруп чиқиду. (1-том,639-бәт)
Тәмрәгү – тәмрәткә.(1-том,639-бәт)
Сүгнәгү – сәйнугә, сәйнәк.тирнақ билән гөшниң арисиға чиқидиған йара. (1-том, 640-бәт)
Тобулғақ -йәл толғақ, қулунҗи.ашқазан, үчәйдә пәйда болидиған бир хил кесәл. (1-том,653-бәт)
Қапарған – қапартқу.бәдәнни қизитип қичиштуруп чиқиду. (1-том,671-бәт)
Совушқан – мәддә қурут, шу қуруттин болидиған сериқ кесәл. (1-том,673-бәт)
Қизламуқ – қизил вә шуниңға охшаш сиртиға типип чиқидиған қапартқу. (1-том, 683-бәт)
Боқуқ – поқақ.боғазниң икки йенида, терә билән гөш арилиқида пәйда болидиған бир хил бәзсиман гөш.пәрғанә билән шифни шәһәрлиридә мушундақ кесәл тәгкән кишиләр бар. Поқақ нәсилдин нәсилгә өтиду. Бәзилири шундақ йоғинап кетидуки, өзиниң көксини вә путини көрәлмәйду.(2-том,416-бәт)
Бәзгәк- бәзгәк. (2-том,421-бәт)
Кәфгәк – кекәч. Тилни чайнап сөзләйдиған киши. (2-том,422-бәт)
Йамлиғ көз – хәс чүшкән көз. (3-том,56-бәт)
Йубақулақ – титрәк, бәзгәк титриги.йабақу вә йәмәк тиллирида. (3-том,76-бәт)
Йақурди – еғир нәпәс алди, деми сиқилди. Киши йақурди- киши еғир нәпәс алди йәни кишиниң деми сиқилди.(3-том,91-бәт)
Бәз- бәз.гөш билән териниң арисида пәйда болидиған бәз. (3-том, 169-бәт)
Сиш – ишшиқ. (3-том, 174-бәт)
Көг- дағ.хотунларниң йүзигә чүшидиған дағ. (3-том,182-бәт)
Йам – көзгә вә башқа нәрсиләргә чүшүп қалидиған хәс, әхләт.(3-том, 219-бәт)
Майғуқ- ич маймақ адәм, тиз йүгрийәлмәйдиған һайван. (3-том,242-бәт)
Қомшуй- қанға толған кана.бү сөз сүйдүки тутулуп, сийәлмәй қалған кишиләргә тәмсил қилиниду. (3-том, 331-бәт)
Қиңир- қиңғир, әләс. Қиңир әр- әләс адәм. Икки көзи қиңғир адәм «икки көзи қиңир»дейилиду. (3-том,496-бәт)
Туңу- гас, паң. (3-том, 502-бәт)
Қалңуқ- баш кепики, баштики кепәк.(3-том,523-бәт)
Чәвшәң – көзи йашаңғирайдиған, көрүш қуввити аҗиз киши. (3-том,526- бәт)
Өлдрүм – өлдүм, өләрмән, паләч. (3-том, 564-бәт)
Тәрсгәк – йиңнасқу.көз қапақлириниң четигә чиқидиған қапартқу.(3-том, 577-бәт)
Бәзти- аҗизлашти.униң көзи аҗизлашти, хирә көридиған болди. (3-том,595-бәт)

«Диван»да җәмий 70кә йеқин кесәлликниң намикөрситилгән болуп, бу қараханийлар дәвридә кишиләрниң омумән қандақ кесәлликләргә гириптар болидиғанлиқи һәққидә бизни бәлгилик чүшәнчигә игә қилиду.бу кесәлликләрни тебабәт саһәсидә терә кесәлликлири(дерматоз), сүйдүк йоли вә җинсий кесәлликләр, нерва кесәлликлири, йүрәк вә қан томур кесәлликлири, сөңәк кесәлликлири, бәш әза кесәлликлири вә ички әза кесәлликлири қатарлиқ типларға айришқа болиду. Мәһмуд Кашғәрийниң байанлиридин шуни һес қилимизки, қараханийлар дәвридә көрүлгән кесәлликләрниң көп қисми адәттики вә нормал кесәлликләрдин ибарәт болуп, наһайити еғир вә даваси йоқ кесәлләр аз көрүлгән иди.

2- Дорилар

Мәһмуд Кашғәрийниң билдүришичә, қәдимки түркий тилда дора«от»дегән нам билән аталған. Шу сәвәплик тивип «отаҗи»дейилгән. (1-том,48-,49-бәт)буниңдин башқа «әм»сөзиму «дора»мәнисидә кәлгән. Буниңдин елинип доригәргә «әмчи»дейилгән.(1-том, 53-бәт) 11-әсирдә йәнә тивип«атасағун»дәпму атилатти. (1-том,117-бәт) Мәһмуд Кашғәрий «диван»да түвәндикидәк дорилиқ өсүмлүкләр(отлар)вә дориларниң намлирини көрситип өткән.

От- оға, зәһәр. Бәг аңа зәһәр бәрди. (1-том, 49-бәт) 11-әсирдә «ағу»сөзиму оға, зәһәр мәнисидә қоллинилған. (1-том, 121-бәт)
Аң- йеғи дора болидиған бир хил қуш, қудай. Бу қушниң йеғи алқанға сүрүлсә қолниң кәйнидин сизип чиқиду. (1-том 57-бәт)
Әгит – дағ чүшүштин йаки көз тигиштин сақлиниш үчүн, балиларниң йүзигә сүртилидиған бир хил дора.бу дора зәпә вә шуниңға охшаш нәрсиләр қошуп йасилиду. (1-том, 71-бәт)
Әгир- егир. Қосақ ағриғанда дава болидиған бир хил өсүмлүк йилтизи.егир болса, әр өлмәс. Йенида егир сақлиған адәм қосақ ағриқидин өлмәйду, чүнки қосақ ағриқиға дучар болған адәм уни йисә сақийиду. (1-том, 75-бәт)
Ажмуқ – зәмчә, сумуқ. (1-том,134-бәт)
Ипрүк – қетиқ билән сүт арилашмиси.қурут езип ичкәнликтин ичи қетип қалған адәмгә ичини сүрдүрүш үчүн ичкүзилиду. (1-том, 137-бәт)
Өтрүм – сүргә дориси. (1-том, 144-бәт)
Әңдүз – йәрдин қезивелинип қосақ ағриқиға дора қилинидиған бир хил йилтиз. Мақалда мундақ кәлгән:әңдиз болса ат өлмәс. Чүнки бу йилтизни йанҗип кесәл атниң бурниға темитса, ат сақийиду.(«диван», түркчә,1-том,115 -бәт)
Ирви – кесәлләргә брилидиған бир хил һиндистан дориси. (1-том,173-бәт)
Урағун – һиндистандин кәлтүрүлгән бир хил дора. (1-том, 186-бәт)
Арзутал – бәдәндики мойни чүшүрүшкә ишлитилидиған һак арилашмиси.(1-том, 196-бәт)
Урумдай – зәһәрни қайтуридиған таш, падизәһәр. (1-том, 215-бәт)
Кин йипар – киндик ипар. (1-том, 442-бәт)
Мурч – қаримуч. (1-том, 447-бәт)
Бужин – бир хил зәһәрлик отниң исми. (1-том, 518-бәт)
Чатир – нүшүдүр. Куча шивисидә. (1-том,528-бәт)
Кәкүш – ишшиққа сүрилидиған дора.девирқай. (1-том, 530-бәт)
Сиғун – буға. Йилтизи адәмгә охшайдиған, җинсий аҗизлиққа дора болидиған гийа«сиғун оти- адәмгийа»дәп атилиду. Бу отниң әркики вә чишиси болуп, әркики әрләргә, чишиси айалларға ишлитилиду. (1-том,532-,533-бәт)
Чахшу – көз ағриқиға дава болидиған бир хил от. (1-том, 552-бәт)
Библи- пилпил. (1-том,561-бәт)
Тағна йава- касин дәрихиниң пости. Бәзи кесәлләргә дава болиду; Қетиққа арилаштуруп, суйқашқа салса, ашниң рәңги түзүлиду. (1-том,565-бәт)
Чурни- түрк тивиплири йасиған бир хил сүргә дориси. (1-том, 566-бәт)
Хасни – балиларни сәмритиш үчүн йалитилидиған бир хил дора. Бу дора һиндистандин кәлтүрилиду. (1-том, 566-бәт)
Талағу – өткүр оға.тиз өлтүридиған зәһәр.толғақ кесилиму «талағу»дейилиду. (1-том, 583-бәт)
Тавғач йудаси- йопурмақлири сәвсән гүлиниң йопурмақлириға охшайдиған вә дора болидиған бир хил дәрәх. (1-том,593-бәт)
Сарқач -касини, көкчечәк.(1-том,593-бәт)
Көзлүк – көзлүк. Бу ат қуйриқидин туқулған бир хил тор болуп, көз ағриған йаки қамашқанда, көзгә тартилиду. (1-том, 625-бәт)
Батмул – пилпил. (1-том, 628-бәт)
Авилқу – қизил мивә беридиған бир хил дәрәх. Мивисиниң сүйи ашқа қуйулиду. Пости билән көз ағриқи давалиниду вә кейимләр бойилиду. (1-том, 637-бәт)
Тобулғақ – бир хил дора от. (1-том, 653-бәт)
Йақиғ – мәлһәм, зимат. Ишшиқ вә шуниңға охшаш җараһәтләргә йеқиш үчүн ишлитилидиған май дора. (3-том,15-бәт)
Йипар- ипар. (3-том, 35-бәт)
Йақриқан – пиндик чоңлуқида мевиси болған бир хил өсүмлүк. Калпук шамалдин йерилғанда униң постини чаплап қойса, сақийип китиду. (3-том,75-бәт)
Той оти- дора қилинидиған бир хил от. (3-том, 193-бәт)
Буға – һиндистандин кәлтүрилидиған бир хил дора. Буниң сериқи «сариғ буға», күлреңи «бозбуға»дейилиду. (3-том,310-бәт)
Суну- сийадан. (3-том, 327-бәт)
Бәзинч – ғоли вә йопурмақлири қизил бир хил өсүмлүк болуп, бағларда өсиду, дора қатарида йийилиду. (3-том,510-бәт)
Қара от – қара от, ақ парпа. (3-том,307-бәт)бу һиндистандин кәлтүрилидиған бир хил зәһәрлик от. «диван»түркчә,3-том,222-бәт)
Мәһмуд Қәшқәри йәнә «узитған», «бошутған»вә «қанатған»дегән сөзләрниң мәнисини чүшәндүргәндә, ухлитидиған, ич сүрдүридиған вә бурун қанитидиған дориларни тилға елип мундақ йазған:«у адәмни ухлитидиған от)дора)у. » (1-том, 209-бәт), «бу ични бошитидиған дора»(1-том, 668-бәт) , «бу бурунни қанитидиған дора»(1-том, 669-бәт)

Мәһмуд Кашғәрий йәни кесәлгә дора бериш вә давалаш җәрийани билән мунасивәтлик қилип мундақ дегән:

Әмләшдиләр-әмлиништи, давалиништи. Йаридарлар әмлиништи. (1-том, 321-бәт)
Тивип көз пәрдисини давалиди, йәни көз пәрдисигә дора сүрди. (1-том 394-бәт.)
У униң қотурини давалиди. (1-том 396-бәт)
У йарисини(от билән)дағлиди.(3-том, 412-бәт)
Адәм сөгәл давалиди. (3-том, 412-бәт)

«Диван»да тилға елип өтүлгән бу дориларниң көпинчә өсүмлүк, мәдән вә һайван әзалиридин мәлһәм, таблет)комилач), талқан вә суйуқ шәкилдә йасалғанлиқини қийас қилғили болиду. Булар наһайити қәдимки дәврләрдин бери түркийләр арисида давамлишип кәлгән дорагәрлик илмигә уйғун иди. Доригәрлик һәққидики бу мәлуматлардин биз техиму әһмийәтлик бир билимгә иришимизки, Мәһмуд Кашғәрий дорилиқ отлар вә дорилардин сөз ачқанда, қараханийлар дәвридики уйғурларниң қошна дөләтләр билән болған теббий вә доригәрлик алақиси һәққидиму учур бәргән. Мәһмуд Кашғәрийниң байанлиридин билишимизчә, қараханийлар дәвридә уйғурлар һиндистан билән қойуқ доригәрлик алақисида болған иди.

3- Теббий сайманлар

Мәһмуд Кашғәрий «диван»да қараханийлар дәвридики түрлүк кесәлләрни, дорилиқ отларни вә дориларни көрситип өтүш билән бирликтә шу дәврдики тивипларниң ишләткән бир қисим теббий сайманлириниму тилға елип өткән. Қараханийлар тебабитиниң техникилиқ вастилирини вә давалаш җәрийанлирини чүшинишимиздә бәлгилик әһмийәткә игә бу мәлуматлар түвәндикичә иди:

Арқачақ- еғизға дора қуйушқа ишлитилидиған ичи кавак әсвап.(1-том, 196-бәт)
Барт- шарап вә шуниңға охшаш суйуқ нәрсиләрни өлчәйдиған кәмчән. (1-том, 444-бәт)
Бәлик – пилик. Йара тәкшүрүшкә ишлитидиған пәлкүч. (1-том, 501-бәт)
Сарим – сүзгүч. Ивриқ вә козиға охшаш қачилардики ичимликни сүзүп қуйуш үчүн, шу қачиларниң ағзиға бағланған йипәк сүзгүч. (1-том, 516-бәт)
Сорғу – шориғуч, һәҗамәт. қан елиш)шораш)әсваби. (1-том, 554-бәт)
Қанағу – қаналғу, нәштәр. қан алидиған сайман. (1-том, 583-бәт)
Соқу – соқа, һаванча. (3-том,313-бәт)

Бу йәрдә шуни әскәртип өтүш зөрүрки, худди бүгүнки күндикигә охшаш қараханийлар дәвридиму аилидики бир қисим тумуш буйумлири вә ашхана сайманлиридин қошуқ, бичақ, чөмүч, чука, қача, лигән, апқур, қазан, һор қазини, ғәлвир, әлгәк, сүзгүч, тараза, йипәк рәхт вә қәғәз қатарлиқ нәрсиләрму теббий сайманлар йаки доригәрлик матирийаллири сүпитидә қоллинилған.әлбәттә бу нәрсиләрниң тәбиий һалда теббий еһтийаҗға уйғун һаләттә йасалғанлиқини тәсәввур қилишқа болиду.

4- Оператсийә

Уйғур тебабәт тарихида оператсийә илминиң миладидин хелила бурунла тәдбиқлинишқа башлиғанлиқи йазма мәнбәләр вә археологийилик тепилмилардин мәлум. Қараханийлар дәвридики тебабәттиму оператсийә муһим бир тармақ бир иди. Имамүддин Кашғәрийниң мәшһур бир оператсийә дохтури икәнлики тарихий китапларда бирдәк қәйт қилиниду. Имамүддин Кашғәрий саҗийә мәдрисиси йенида тәсис қилинған дөләт шипаханисида тебабәт саһәсидә болупму җәрраһлиқ-опиратсийә саһәсидә әмәлий тәтқиқатларни елип берип вә тевипларни йитүштүрүп, уйғур тебабәт илми вә теббий маарипиниң тәрәққийатиға асас салған. «Диван»да пәқәт шу дәврдә көрүлгән бир қисим йәңгил оператсийигә даир мундақ бир учур хатириләнгән.

Мәсилән:

Пәчәл – пичилған. Сүннәт қилинған хотун, ахта қилинған әркәк. Пичип ташланған ат вә башқа һайванлар.(1-том, 510-бәт)
Тутуқлади-тутқузди, пичти, ахта қилди, ахта дәп һесаплиди. У оғлини ахта қилди йаки уни ахта деди.(3-том,460-бәт)

5- Дорилиқ йемәклик

Тәбиәт чүшәнчиси түркийләрниң тебабәт системисиға хас болған вә түркийләрдин башқа милләтләргә өткән бир кәшпийаттур. Шу сәвәплик түркийләрниң гөш, көктат, ун, сүт вә гүрүч қатарлиқ хуручлардин итилгән йимәклириму уларниң тәбиитигә маслаштурулған. Бу арқилиқ саламәтлики муһапизәт қилинған. Әлбәттә бу тамақлар адәмниң вуҗудиға күч, роһиға шатлиқ беғишлайдиған вә дәрдигә дава болидиған маһийәткә игә иди. Мәһмуд Кашғәрий «диван»да 40 хилға йеқин тамақтин сөз ачқан. Буниң билән бирликтә мәхсус дора орнида истимал қилинидиған бир мунчә тамақниму тилға алған.

Булар түвәндикиләр иди:

Ува – бир хил ғизаниң ети. Гүрүч қайнитилип суға селиниду, кейин сүзүвелинип шикәр вә муз селиниду. Бу ғиза соғуқлуқ үчүн йийилиду.(1-том,121-бәт)
Қағут – териқтин қилинидиған бир хил тамақ. Уни қилиш усули мундақ:териқ аввал қайнитилип, кейин қурутулиду; Андин түгмәндә тартип ун қилиниду. Андин йағ вә шикәр арилаштуруп, туғутлуқ айалларға берилиду. (1-том, 528-бәт)
Сармачуқ – қучқач тили аш. Суйқашниң бир түри. Буниң хемири ноқут чоңлиқида кесилиду. Бу аш кесәл вә шуниңға охшаш кишиләргә берилиду. (1-том,683-бәт)
Йазуқ әт – күздә һәр хил дора-дәрмәкләр билән қурутуп қуйулуп, әтийазда йийилидиған қақ гөш. (3-том,19-бәт)
Қувут – «қағут»дәпму ейтилиду. Туғутта хунсириған хотунларға бирилидиған тамақ. Қорулған териқ уни йағ билән шекәргә арилаштурулуп йийилиду. (3-том,223-бәт)
Ләтү – бир хил суйуқ тамақ. Бу тамақ су, қар, музға охшаш нәрсиләр билән сувутилиду. Ичигә дора- дәрмәк селинип соғуқлуқ үчүн берилиду. (3-том, 326-,327-бәтләр.)
Самдуй – адәмниң миҗәзигә иссиқму кәлмәйдиған, соғуқму кәлмәйдиған мөтидил тамақ. (3-том,331-бәт)

6 – Анатомийилик аталғулар

Биз «диван»дин йәнә адәм организмиға аит нурғун сөзлүкләрни учритимиз. Булар инсан бәдәнини тәшкил қилған әтгө(ш), сөңәк, томур вә һәр қайси әзаларға мунасивәтләк болуп, буларға обдан бир нәзәр ташлайдиған болсақ, көз алдимизда бәлгилик көләмдики бир анатомийилик билимләр вә шу саһәгә даир аталғулар мәйданға килиду. Бу мәлуматлар әлбәттә қараханийлар дәври тибабитиниң анатомийә саһәсини чүшинишимиздә қиммәтлик учур һесаплиниду. «Диван»да мисал кәлтүрүлгән анатомийигә даирсөзлүкләр түвәндикидин ибарәт:

Ич әт – җигәргә йепишип туридиған нипиз гөш. (1-том, 50-бәт)
Өз – йүрәк вә қосаққа охшаш ички әзалар. (1-том, 64-бәт)
Өт – өт, өт халтиси. (1-том,61-бәт)
Ашуқ – адәм вә һайванниң ошуғи. (1-том, 91-бәт)
Өзәк – өзәк, гурән томур. (1-том, 97-бәт)
Әмик – емик – әмчәк. Әрләрниң әмчигиму шундақ дейилиду. (1-том, 99-бәт)
Алин – пишанә, маңлай. (1-том, 107-бәт)
Айа – алқан. (1-том, 116-бәт)
Уча – уча, дүмбә. (1-том, 118-бәт)
Ағруғ – оқрәк. Ағруғ сөнүки-оқрәк сөңики. (1-том,133-бәт)
Озлуқ- ойлуқ сөңәк. Биләк сөңикиниң йоған йери.) 1-том, 134-бәт)
Өмгүк- өмгәк, луңқа, җулә. Балиниң бешидики қатмиған миңә қепи. (1-том, 150-бәт)
Овруғ – сөңәк угиси. (1-том,159-бәт)
Овруғ- омуртқа сөңикиниң бойунға тақашқан йери. (1-том,160-бәт)
Өмгән – өмгән, гурән томури. (1-том, 162-бәт)
Өпкә – өпкә. (1-том, 173-бәт)
Әңәк – еңәк. Еғизниң икки йенидики заңақ. (1-том, 182-бәт)
Ичәгү – ич қерин. Қосақ бошлуқиға җайлашқан нәрсиләр. (1-том, 185-бәт)
Оғулчуқ- айалниң балайатқуси. (1-том,202-бәт)
Бағир- беғир, җигәр.(1-том,467-бәт)
Бөгүр – бөрәк. (1-том, 468-бәт)
Тамур- томур. (1-том, 469-бәт)
Көкүз – көкс, көкрәк. (1-том, 474-бәт)
Бағиш- беғиш. Бармақларниң вә башқа әзаларниң боғуми. (1-том, 475-бәт)
Қасиғ – қовуз. Еғизниң оң вә сол тәрипидики бошлуқ. (1-том, 486-бәт)
Топиқ – топуқ. (1-том, 492-бәт)
Ташақ- ташақ. Бир биригә йеқин җайлашқанлиқи сәвәбидин зәкәрму «ташақ» дейилиду.(1-том, 494-бәт)
Қапақ – қапақ. Көз қапиқи.(1-том,496-бәт)
Кавук – қовуқ, довсун. (1-том, 497-бәт)
Қулақ – қулақ.(1-том, 498-бәт)
Биләк – биләк. (1-том, 500-бәт)
Чүбәк – чочақ. (1-том, 504-бәт)
Кәвәг – бурун көмүрчики.(1-том,508-бәт)
Боғун – боғум. Көмүш боғуми, бармақ боғуми. (1-том, 518-бәт)
Бурун – бурун, тумшуқ. (1-том, 518-бәт)
Бикин – биқин. (1-том, 519-бәт)
Бүгән – соқур үчәй. (1-том, 519-бәт)
Тулун – чикә. Адәмниң чекиси. (1-том, 522-бәт)
Талақ – тал, адәмниң тели. (1-том, 536-бәт)
Тилақ – айалларниң җинсий әзаси. Чигилчә. (1-том, 536-бәт)
Сулақ – тал. Қипчақчә. (1-том, 536-бәт)
Күсри – қовурға.(1-том, 550-бәт)
Тамғақ – тамақ. (1-том, 613-бәт)
Башғақ – қазан сөңәк. (1-том, 614-бәт)
Қудруқ – қуйруқ, қоң, пүрүк сөзлириниң силиқ ейтилиши.(1-том, 618-бәт)
Қолтиқ – қолтуқ. (1-том, 620-бәт)
Бүксәк – айалларниң мәйдиси. )түркчә, 1-том, 476-бәт)
Сүгрүг – хотунларниң җан йери. (1-том, 624-бәт)
Чичилақ – чичинақ-чимчилақ. (1-том, 634-бәт)
Чичамуқ – чичамуқ, атсиз бармақ, үзүк салидиған бармақ. Буни билдиған адәмләр аз. (1-том, 634-бәт)
Бағирсуқ – үчәй. (1-том, 653-бәт)
Қуруғсақ – қосақ. (1-том, 653-бәт)
Сақақ- сақақ, иңәк. (2-том, 417-бәт)
Чәкик – сукә, сукәк. Кичик балиниң чочиқи. (2-том, 418-бәт)
Йамиз – йериқ. Довсунниң икки йени, икки сағриниң қосаққа туташқан йери. (3-том, 11-бәт)
Йариқ – йериқ. Йотиниң гәвдигә, икки йанпаш сөңикиниң тоққуз көзгә туташқан йери. (3-том, 18- бәт)
Йарин – тағақ сөңики. (3-том, 25-бәт)
Йулун – йулун. (3-том, 28-бәт)
Йайа – сағра. Бу сөз пәқәт адәмниң сағрисиғила ишлитилиду.(3-том, 32-бәт)
Йамду – довсун. (3-том, 39-бәт)
Бут – пут, йута. (3-том, 165-бәт)
Төш – төш. Көкрәкниң оттуриси. (3-том, 173-бәт)
Бәл – бәл. (3-том,182-бәт)
Қол – қол. (3-том, 185-бәт)
Қап – аниниң қорсиқида балини орап турған қап. (3-том, 200-бәт)
Йан – йанпаш сөңикиниң беши. (3-том, 219-бәт)
Кавук – қовуқ – довсақ.(3-том, 225-бәт)
Йайа – йота. Пәқәт адәмгила ишлитилиду. (3-том, 234-бәт)
Төпү – төпә. Адәмниң төписи, чоқиси. (3-том, 298-бәт)
Куң әт – булҗуң гөш; Лоқ гөш. (3-том, 489-бәт)
Сиңир – сиңир, пәй. (3-том, 496-бәт)
Сөңүк – сөңәк. (3-том, 502-бәт)
Тулуң – чикә. (3-том, 508-бәт)
Йаңақ – йаңақ. Еғизниң икки тәрипидики чишлар җайлашқан сөңәк. (3-том, 514-бәт)
Терсгәк – терсәк, беғиш, қолниң беғиши. (3-том, 577-бәт)
Йумуртға – тухум. Инсан вә һайванларниң ташиғиму «йумуртға»дейилиду. (3-том, 589-бәт)
Әмирчкә – көмүрчәк.(3-том,600-бәт)

Мәһмуд Кашғәрийниң инсан тенидики һәр қайси әзаларни вә инсанниң тенини тәшкил қилғучи асаслиқ сөңәкләрниң намини бунчә тәпсили тунутуп бериши униң анатомийә билимлиридинму хәвәрдар икәнликини көрстип бириш билән бирликтә бу билим тармиқиниң қараханийлар дәвридики тибабәт тәтқиқатидиму муһим бир орунда турғанлиқини испатлайду.

7- Мал дохтурлиқи билән мунасивәтлик мәлуматлар

Түркийләр ат йитүштүрүштә көрсәткән маһарити билән мәшһур иди. Бу һәқтә һәр қайси әл мәнбәлиридә интайин муһим мәлуматлар бирилгән. Бу һәқтә әрәбмутәпәккури җаһиз мундақ йазған:«Түркләр һәм чопан, һәм ат бақар , һәм җанбаз, һәм ат дохтури һәм атлиқ әскәрдур.»
(12) Мал дохтурлуқи болупму ат дохтурлуқи түркийләрдә омумий бир мәсләккә айланған. Шу сәвәплик, Мәһмуд Кашғәрий һайванлар дучар болған кесәлликләр, ички әзалар вә ат дохтурлуқиға даир билимләрниму тилға елишқа сәл қаримиған. Бу һәқтә мундақ мәлуматларни учритимиз:

Әтилгәм – атларда болидиған бир хил кесәллик. (1-том,214-бәт )
Чилдәк – атниң көксигә чиқидиған бир хил чиқан. (1-том, 623-бәт)
Җилдәй – атниң көксидә пәйда болидиған бир хил йара. (3-том,330-бәт )
Йағир – һайванларниң дүмбисидә болидиған йеғир. (3-том, 10-бәт)
Сәңрәгү ат – маңқа ат, бурнидин маңқа еқип туридиған ат. (3-том, 528-бәт )
Бу ат ол көләргән – бу қосиқи есилидиған вә йетивалидиған ат. (1-том,678 -бәт)ат күләрди – ат йетивалди, йәни ат қосиқи есилиштин вә шуниңдәк сәвәпләрдин йетивалди. (2-том,112-бәт)
Әңдүз – йәрдин қезивелинип қосақ ағриқиға дора қилинидиған бир хил йилтиз. Мақалда мундақ кәлгән. Әңдүз болса, ат өлмәс. Чүнки бу йилтизни йанҗип, кесәл атниң бурниға темитса, ат сақийиду. «диван»(түркчә,1-том,115-бәт)
Ол атин чәкди- у етини чәкти, йәни етидин қан алди. (2-том,27-бәт)
Ол атин чәктүрди-у(туйақ кесили вә башқа кесәлликләр сәвәбидин)етини чәктүрди, етидин қан алдурди.(2-том, 258-бәт)

Йуқириқилар Мәһмуд Кашғәрийниң тебабәт билән мунасивәтлик һалда көрситип өткән мәлуматлиридур. «Диван»бир тарих китаби сүпитидә йезилмиған болсиму, униңға җуғланған тиббий билимләр қараханийлар дәвридики уйғурларниң тебабәт мәдәнийитини йоритиш үчүн муһим бир мәнбә тәшкил қилиштәк алаһидилики билән Мәһмуд Кашғәрийниң уйғур мәдәнийәт тарихидики илмий қиммитини техиму йуқири көтүрмәктә. Әмәлийәттиму қараханийларниң хәлққә хизмәт қилидиған дохтурхана вә әдлийә қатарлиқ иҗтимаий хизмәт муәссисәлири хелила тәрәққий қилған иди.
(13)Қараханийлар һөкүмдарлириниң тебабәтниң тәрәққийати үчүн зор дәриҗидә тиришчанлиқ көрсәткәнлики бир һәқиқәт. Ибраһим Табғач Буғрахан тәрипидин чиқирилған һиҗрийә 458-йили(1065- 1066)ға аит дохтурхана вәһпәнамиси буни испатлап бириду.
(14)

______________________________
Мәнбәләр:

(1) «Ислам енсиклопедийиси»(«қараханийлар»маддиси),түркчә,5-том, 251-бәт, 1977-йили, Истанбул, миллий маарип нәшрийати.
(2)Әнвәр Батур: «Шинҗаңдики милләтләрниң тарихи», уйғурчә, 703- бәт, 1991-йили, Бейҗиң, милләтләр нәшрийати.
(3)Һаҗи Нурһаҗи: «Қәдимки уйғурлар вә қараханийлар», уйғурчә,394-,395-бәтләр, 2002-йили, Үрүмчи, Шинҗаң хәлқ нәшрийати.
(4) «Ибраһим Мутии илмий мақалилири»,уйғурчә,531-бәт, 2007-йили, Бейҗиң, милләтләр нәшрийати.
(5)Һаҗи Әһмәт: «деңиз үнчилири», уйғурчә, 41-,50-бәтләр, 1990- йили, Қәшқәр уйғур нәшрийати.
(6) «Уйғур тебабәт қамуси»,уйғурчә, 1-том, 14-бәт, 1985-йили, Бейҗиң, милләтләр нәшрийати.
(7) Сидиқ Рәһмәт, Мухтәр Мамуд Муһәммиди: «мәшһур уйғур тивиплири», уйғурчә,42-,43-бәтләр, 1997-йили, Қәшқәр уйғур нәшрийати.
(8)Абдушүкур Муһәммәд Имин: «уйғур пәлсәпә тарихи»,уйғурчә, 31-бәт, 1997- йили, Үрүмчи, Шинҗаң хәлқ нәшрийати.
(9) Йүсүп Хас Һаҗип:«Қутадғу билиг»,уйғурчә, 261-,262- бәтләр,1984-йили, Бейҗиң, милләтләр нәшрийати.
(10)Шйа Леймин: « <قۇتاغۇ بىلىگ>вә қәдимки уйғур тебабити», «Шинҗаң иҗтимаий пәнләр тәтқиқати», уйғурчә, 1993-йили,1-сан, 85-,86-бәтләр.
(11)Бәди.Н.Шәһсувар, Айшәгүл Әрдәмир Дәмирхан, Гөнүл Җантай Гүрәшсәвәр:«түрк тебабәт тарихи», түркчә, 6-,7-бәтләр, 1984-йили, Бурса, таш нәшрийати.
(12) Әл- Җаһиз:«Хилафәт армийисиниң мәнқибәлири вә түркләрниң пәзиләтлири », түркчә, 68-бәт, 1988-йили, Әнқәрә, түрк күлтүрини тәтқиқ қилиш иниститути нәшрийати.
(13)Мәһмәд Сарай: «Уйғуртүрклири тарихи»(башланғучтин 1878-йилиға қәдәр), түркчә,1-том, 62-бәт, 1998-йили, Истанбул.
(14)Ришат Гәнч: «Қараханийларниң дөләт тәшкилати»,уйғурчә, 351-бәт, 1990-йили, Үрүмчи, Шинҗаң хәлқ нәшрийати.

Апторниң хизмәт орни Қизилсу областлиқ уйғур сөңәк дохтурханиси.

Мәнбә: Уйғурлар тори
источник здесь www.shewqiy.com/thread-1390-1-1.html

УЙҒУРЧИДИН СЛАВИЙӘН(кириллица) ЙЕЗИҚИҒА АЙЛАНДУРУП ТӘҺРИРЛИГӘН: АМРАҚ