Суббота, 21 декабря, 2024
АммибабУйғурларУйғуршунаслиқ

Jehet

Миһрибан шәпқәтлик Тәңрим исмиң билән башлаймән.

(Бисмиллаһир-рәхманир рәһим).

 

Җәһәт

Ким көрди бешини, ахирини ким,

Һайатлиқ мәнбәъи ечилмиған сир.

Бәзиләр қилиду Аллаһдин һөкүм,

Чүшәнмәй маһитин, қәйәрдә уким.

 

 

Алла кәчүргин

(Муқәддимә)

Аллани, Вәтәнни шириксиз билип,

Капирниң оқидин аләмдин өткән,

Дадамниң қенини бипәрва унтуп,

Йашлиқни өткүздим, Алла кәчүргин.

Муқәддәс Қуръанниң «оң көзгә оң көз»

Дигән айетин иҗра қилип мән

Жумудум дадамниң қенини езиз,

Дүшмәнниң қенида Алла кәчүргин.

Вәтәндин йирақда жиғлап вә күлүп,

Хәлқимни дәпсәндә қилсиму дүшмән.

Сәрсанлиқ ниспигә әҗиба көнүп,

Йашлиқни өткүздим, Алла кәчүргин.

Имансиз булғап муқәддәс мечитни,

Капирға исламни дәпсәндә қилған,

Ачмидим җәһәтни унтуп пәрзиңни,

Кәчүргин бәндәңни имандин азған.

Йилларға әгешип йашлиқим қачан,

Кәтти алдирап, тапмидим мәнзил.

Шилләмдә гуна қәлбимдә иман,

Йандим мән саңа Алла кәчүргин.

Мини сән йараттиң, мән аҗиз бәндәң.

Қилимән намазда алдиңда тазим.

Аздим ойнудум, шәйтан билән тәң,

Қилдим  мән җиқ гуна, Алла кәчүргин.

Биъиман йоқ Вәтән, Вәтәнсиз иман,

Йоқ гуман бу һәқни әмди чүшәндим.

Җандин маңа езиз сән ата қилған,

Вәтәнниң һөрлики, Алла бәр иман.

Имани камилниң йилтизи чуңқур,

Сәрсанлиқ йолиға кирмәйду һәргиз.

Әгмәйду дүшмәнгә башни у ғурур,

Һөрлики Вәтәнниң униңға езиз.

Алланиң җайидур инсанниң қәлби,

Иманлиқ инсанниң Вәтәндур җайи.

Сәрсанлиқ йолида чүшәндим буни,

Қанлиқдур Вәтәнниң һөрлик дидари.

Бир изни тәкрарлап инсан басалмас,

Аһ урсам нә пайда аққан йешимдин.

Синиңсиз һәй Рәббим қил тәврийәлмәс,

Димәк, у езишла синиң өзәңдин.

Гәр шәйтан олҗеси өткән һайатим,

Мән аҗиз бәндәңдә нә гуна әйтқин?

Йолумни йорутқин, сап қил иманим,

Тәвбәмни қобул қил, Алла кәчүргин.

***

Исмиң билән миһрибан шәпқәтлик Алла,

Башлаймән тәпсирни Әләһәмдулиллаа.

Исламниң пәрзи бәшдин ибарәт:

Алла шириксиз, Русул Муһәммәт;

Йоқсизға закат, бәш вах ибадәт;

Роза тут, һәҗ қил, қәлбиңни пак әт.

Бәшниң ичидә тапмасдин җәһәт,

Бәзиләр дәйду кирәксиз у гәп.

Ойлапла пәқәт, «қанлиқдур җәһәт»

Тапмасдин униң мәнасини издәп.

Бәшниң иҗраъи тәриқи җәһәт,

Мәнаси төрт хил җәңдин ибарәт.

Биринҗи қәлби җәң өзәңгә ачмақ,

Иккинҗи хотунға ениқ бишарәт.

Үчинҗи пәрзәнткә тоғра йол көрсәт,

Төртинҗи хорлиққа қанлиқ җәң пәқәт.

Төвәндә Алладин елип иҗазәт,

Нөвәтлик ачай мән мәнасин җәһәт.

1

Биринҗи җәһәт

Һөзридин Алланиң қоғланған шәйтан,

Қәлбиңдин орун издәйду һәрдәм.

Охшашла униңға зиминда сәрсан,

Бир заман җәннәтдин қоғланған адәм.

Гәр болса аләмдә иккила сәрсан,

Күнләрниң бири тепишар муқәррәр.

Шу чағда инсанниң қәлбидә гуман,

Алланиң мәнаси, җайидур қәйәр?

Муслим әллири ғурбәттә йатса,

Капирла ғурур асманда учса,

Әләһәмдулилла дийиш орниға,

Әҗәпмәс «Әлһәмду,

Иблис» дәп салса.

Чуңқур вә қийин Аллаһ мәнаси,

Бәрһәқдур җайи муслимниң қәлби.

Чәксиз қәлби җәң, әқил маҗраси,

Ечилар Аллаһниң иниң маһи1) мәнаси.

Аллаһ инсанниң қәлби чирағи,

Имандур униң һәқлиқ чирайи.

Ахирәт мәңгү, һайат дийари,

Җәннәт вә дозақ қилмиш әглеки.

Диндур униң турмуш тәртиби,

Инсани тоймас нәпси қошқуни.

Йалиңач килип, йалаң кәтмеки,

Өз ара пәрқсиз һайат тәңлики.

Чәтдин издимә һайат мәнесин,

Мәнаси һайат өзәңдә билгин.

Һәммини охшашла Аллаһ йаратқан,

Йаралғанға сән тазим қилмиғин.

Һайатниң беши, ахри  бир хил,

У ара йолла охшимас, һәрхил,

Әждадлар йолин тәкрар маңмиғин,

Мәнелик һайат өз йолиң билгин.

Күлсә гәр бирси бәхит қойнида,

Һәсәтлик аңа дүшмән болмиғин.

Сунса гәр бирси һайат йолида,

Ени сән пәсләп, мәғрур күлмигин.

Бу өтнә дунйа әсдин чиқарма,

Мәңгү йоқ кичә вә мәңгү күндүз,

Чиқсаң гәр бүгүн игиз чоқиға,

Чүшисән әтә, сәндин у игиз.

Тәңлик, муһәббәт, миһр вә шәпқәт,

Болса гәр саңа һайатта үлпәт,

Димәк сән азат, бу дунйа җәннәт,

Қилмишиң ара тапсаң қанаъәт.

Ойлима әсла, Алла йаратти,

Инсанни хорлуқ үстигә дәп сән.

Қийнима җанни, йөткә чапанни,

Һайатда иллиқ иссиқ бәрмигән.

Җапа машақәт әмгәк һосули,

Нә қиммәткә игә бу пани дунйа.

Тапмиса инсан һайат һозүри,

Болмиса әгәр у бақи дунйа.

Оғуз, Ибраһим, Муса, Муһәммәд,

Адашқан йолдин инсанни тости.

Сәбир, машақәт, әқил, парасәт,

Инсани бирлик тәриқә тапти.

Байлиқ вә мәңсәт, дәқиқә мәнпәт,

Инсан көзигә пәрдиләр йапти.

Йалған пәтива, қуллуқ вә тақәт,

Моллила алдаш йоллирин тапди.

Олуғлар дәври қануни ихсан,

Гойаки муздәк мәңгүлик қатти.

Тәврат вә Инҗил, мәнаси Қуръан,

Мәнпәт алдида нәләрдә қалди?

Чәксиз каъинат, мәшғули һәркәт,

Димәк бу дунйа бәрпа, сақ, һайат.

Әгәр дәқиқә йоқалса һәркәт,

Замани ахир, йоқлиқда бәрбат.

Инсанға жүгән болса шәриъәт,

Тутса гәр уни инсани пасат.

Қандақму ачсун сиһрин тәбиъәт,

Һөрсиз әқил вә чәклик парасәт?

Мәңгү қараңғу, тәңсиз җәмиъәт,

Байлиққа һөрмәт йоқлуқ һақарәт.

Инсан һайати гойаки әхләт,

Әгәр қилмиши пәқәт ибадәт.

Җапа, машақәт, өлүмгә тақат,

Әмәс бу дунйа инсани хисләт.

Инсан у дунйа тапмайду җәннәт.

Қилмай бу дунйа һөсули һәркәт.

Һайат димәклик даъими һәркәт,

Тохтиған һәркәт өлүмгә бәркәт.

Миң йил алдида илғар шәриъәт,

Өзгәрмәй бүгүн бирәмду мәдәт?

Түнүгүн иңрап, туғулған бовақ,

Закидин чиқип қопуду пәқәт.

Җәмиъәтму һәм гойаки шундақ,

Конидин кичип тапиду мәдәт.

Әқилни Алла шәмшәр йаратти,

Гуманни ени биләшкә пат-пат.

Мәнзилни йапқан кисип пәрдини,

Ечишқа сиһрин чәксиз каъинат.

Шәриъәт шәмшәр бисида, ки дат,

Биләй көрмигән, әвладдин әвлад.

Чоқунма каҗға, узәңни сән тарт,

Қачма илимдин, қилма уни йат.

Җайиллиқ шәйтанлиқ еқилниң деғи,

Болма сән һәй муслим, әски тон қули.

Су ақар һәр дайим қирғақлар йеңи,

Билимдур һайатниң нурлуқ мәшъели.

Алланиң маһийетин чүшәнмәй туруп,

Ибадәт қилдим дәп, башни йәргә урма.

Билимлик дүшмениң хорлиса уруп,

Аччиқлап Алладин сән йүз өримә.

Йаратқан җан бәрди еқил парасәт,

Сәбирлик әмгәкдә сән ени ишләт.

Алладин инъамдур пүткүл каъинат,

Ачқучи билимдур ениңдин хисләт.

Һәммини билдим дәп ғурурлиқ қилма,

Һәқни сән бәрһәқ бил, Аллани бирла.

Чигра йоқ билимдә, уни сән сизма,

Әқлиңни датлатма, күрәш қил тинма.

Тәбиъәтни Алла рәтлик йаратти,

Нухсандин хали Әлһәмдулила.

Бил инсан сән ениң айрилмас қисми.

Бузма уни бипәрва, тәртипин сақла.

Дәвирдур һайат зәнҗири чәмбәр,

Аңа түгүндә илим мәрипәт,

Зәнҗиргә чәмбәр уланмиса гәр,

Һәркәтсиз һайат анда нә қиммәт?

Һайат бәлгүси мәшғули һәркәт,

Мәнаси күнлик җәңдин ибарәт.

Билим мәрипәт андин ибадәт,

Мана бу мәнелик биринҗи җәһәт.

2.

Ииккинҗи җәһәт

Бу пани дунйада үммә имарәт,

Адәмдур тамлири хам қиш ибарәт.

Ули гәр болмиса аъилә мәдәт,

Туралмас көтүрүп у қәди қамәт.

Аъилә хумдани тавлинар инсан,

Җәмиъәт тамлири тапар камаләт.

Дәвранлар шамали қилмаққа вәйран,

Урсиму бузулмас, пухита имарәт.

Болса гәр аъилә ули имарәт,

Әр әйәл у улни салғучи қудрәт.

Муһәббәт димәкдур мәнбәъи қудрәт,

Бәхитлик һайатниң әһками мәдәт.

Бу дунйа аъилә улини салмақ,

Әр әйәл бир җупниң әмгәк нишани.

Баһарниң әһдисин қиш кәлсә бузмақ,

Йаратқан алдида инсан гунайи.

Назиниң алдиңдин җилвилап өтсә,

«Муһәббәт» дәп уни атәшдә көймә.

Лалидәк ләвлири бир қетим сөйсә,

Алдирап һайатқа һәмра дәп билмә.

Саманму тиз көйәр иссиқи бәк аз,

Пижилдап су қайнар, лекин аш пишмас.

Ахшими йаңриған назук билән саз,

Бир ләһзә қәлби йар мәңгүлик болмас.

Бәхит саъадәт хушаллиқ өйдә,

Әсла турмайду гәр хотун җайил.

Һәтта аләмниң шаһлиқи сәндә,

Көңлиң пәришан мәғлуп сән дайим.

Хотунни талла сән, тәмкинлик билән,

Унутма Алланиң уму бәндеси.

Гәр алсаң сән уни зорлуқ күч билән,

Нә қилсун өйиңдә һайат күлкиси.

Гәр көйсә йүрүгиң муһәббәт билән,

Җувабән мәһбубиң көзлири йанса.

Алланиң у саңа төһписи бәргәрн,

Мәңгүлик һайатқа айрилмас һәра.

Хорлима, иззәтлә ақ көңлиң билән,

Шәриъәт даъирә һөрлик бәр аңа.

Өй иши, пәрзәнтләр шу, җуптуң билән,

Уларниң күлкиси қәрздур саңа.

Пәрдиләп хотунни наһәқ кәмситип,

Наъеқил пасиплар тапқан пәтива.

«Чачлири узун, әқли қисқа» дәп,

У гүзәл зиннети чачда нә гуна?

Гәр җуптуң әқиллиқ бир гүзәл рәна,

Әтрапда ләнити, һәсәт, йоқ гүна.

Гуманмәс ишәнҗә бәхиткә һәмра,

Әқлидин бәһримән бол ениң дәна.

Һайатда сән даъим аңа қил вапа,

Илимниң қапқисин йапма алдида.

Икки еқил йиганә әқилдин әла,

Надандин вапасиз истимә  вапа.

Дүшмениң көрәлмәй һай һуй толиса,

Азсаң сән ишинип, әқилдин гадай.

Хотнуң гәр, көңли ғәш йүрсә бигуна,

Нәдә у муһәббәт, бәхиткә нә җай?

Җәллети муһәббәт гуман дил ара,

Завали бәслешип қилмақдур зина.

Арида баллириң вәйран бигуна,

Дүшмәнләр сазиға салсаң гәр сама.

Каккук дәп, шахму шах гойаки зәйнәп,

Дон Жуъан2) йашлиқда йүрсәң бипәрва.

Һайатниң завали кимму иззәтләп,

Җиназаң арқида ким жиғлап маңа?

Аъилә димәкдур, һайат булақи,

Гәр аңа муһәббәт нурлирин чачса.

Пәрзәнтдур һайатниң мәңгү давами,

Садақәт ичрә җуп, гәр макан тутса.

Сақла сән, өмреңдә чиқарма әсдин,

Тупрақдин адәмни Алла йаратқан.

Аҗретип қисмини униң җәстидин,

Ол гүзәл рәнани униңға қошқан.

Ки майса сәһәрдә салқун йәлпүгән,

Баһарниң зиннити униң сачлири.

Булақниң әтрапин қоршиған чүмән,

Охшайду, ол гүзәл әгмә қашлири.

Йада ки, кийиккә гойа бәтләнгән,

Әҗәллик һайатқа кирпик оқлири.

Ки булақ, зәмзәм су, етилип чиққан,

Зиннети җәннәтниң хума көзлири.

Мулаһим нурлинар, һөсни йоруқ таң,

Ләззети шикәрдәк, зумрәт ләвлири.

Асманда сәһәр таң, аққу ки учқан,

Бойни ул рәнаниң баһар шәднеми.

Йәлкеси ақ мамуқ пахтидәк атқан,

Көкси ки қош амут ашиқ бағлири.

Ки йипәк рәштеси йумшақ бағлиған.

Бәллири бир тутам мәҗнун таллири.

Путлири тағларда сәкләп ойниған,

Охшайду, шох йумран кийик баллири.

Баһарниң ғунчеси сәһәр ечилған,

Мәһбуби булбулниң зилва бойлири.

Өтебан йүрәкни әсиргә алған,

Назинин һәркети шиһрин сөзлири.

Җәннәтдә шәйтанмәс адәмни аздурған,

Ол гүзәл рәнаниң назлиқ күлкиси.

Аъилә бир очақ, бирҗан, бир тәндур,

Җәннәтдә Алланиң әмри қошулған.

Муһәббәт гулани омақ пәрзәнтдур,

Һайатниң давами бағи гүлистан.

Һайатқа мәна ачқуч ибадәт,

Муһәббәт ичрә қилип зийарәт.

Бәхит мәнзили қурмақ имарәт,

Мәнаси бу мана, төрт бири җәһәт.

**

3

Үчинқи җәһәт

Алланиң қудрети, һайат уруғи,

Муһәббәт гулани сүйиқлиқ тамчә.

Бир җупниң йиганә бәхит ләззети,

Нәтиҗә һайатқа һайат қошумчә.

Тоққуз ай, туққуз күн вә тоққуз саъәт,

Бәргидә чичәкләп мивә пишқичә,

Икки җан бир тәндә тапиду қудрәт,

Айрелиш қарари, пурсәт кәлгүчә.

Гойаки қолвақ окиъан долқуни,

Ташлиған игиз, пәс қараңғу түндә.

Толғинар аниниң назук тәнлири,

Сәййарә гаһ өлүм, гаһ һайат ичрә.

Нә азап тәғдирдин бу җанға кәлгән?

Бағридин айрелип пәрзәнт чиққичә.

Барлиқ вә йоқлуқниң чиграсин кәзгән,

Аниниң көзлири пәрзәнт көргичә.

Һайатниң күлкиси пәрзәнт жиғеси,

Ки ләззәт шипалиқ қийналған тәнгә.

Мәңгүлик һайатниң өчмәс бәлгүси,

Муһәббәт ғәлбеси, өлүмгә зәрбә.

Икки роһийәт вә икки җисмәт,

Алланиң қудрети қошилди бирдәк.

Һайатниң маһийәт давами пәрзәнт,

Муһәббәт беғида ечилди гүлдәк.

Гойаки парчә гөш йатиду бовақ,

Түгүлүп, жиғлап, бу дунйа соғақ.

Бу һайат сәһнаси у ролни қандақ?

Ойнайду ким биләр, бу бир тепишмақ.

Йа шаһлиқ таҗиси униңға мәнсуп,

Байлиқ вә залимлиқ, йалтрақ равақ.

Вә йаки сәрсанлиқ дәштесин кизип,

Күлкисин һайатниң көрмәмду мутләқ.

У йаки тәбиъәт сирлирин ечип,

Инсанға йол ачар кәлгүси парлақ.

Бу пани дунйада байлиқдин кичип,

Тәңсизлик көксигә йа урар пичақ?

Қанчелик тәңридин униңға мәнсуп,

Қанчелик һайатдин алиду савақ?

Әҗдадлар әқлигә әқлини қошуп,

Мәвҗудлиқ сиһридин ачамду варақ?

Мәйли бу тәғдирниң мәнзили йепиқ,

Йарилиш Алладин, өздин йаралмақ.

Өйдә гәр билимниң пәрдеси очуқ,

Димәк, у бовақниң кәлгүси парлақ.

Кийдүрмә пәрзәнткә әски чапанни,

Түнүгүнниң қисмети бүгүндин жирақ.

Әҗдадлар тәқлиди кийсун чапанни,

Билип у мутләқлиқ йоқ мутләқ пәқәт.

Униңда парасәт ғунчиси идрәк,

Еқил, тәпәккүр, инсани хисләт.

Йахшилиқ, йаманлиқ бихлири бирдәк,

Реқабәт ичрә тапқуси қудрәт.

Әллейи ана, һикайә, чөчәк,

Қилмиши ата пәрзәнткә ибрәт.

Аъилә инақ қәлбидә гүдәк,

Тапиду өмлик, һәқлиқ, муһәббәт.

Бәш вахлиқ намаз инсанға кирәк,

Аллада униңға йоқ қилчә һаҗәт.

Дин вә ибадәт әқланә һәркәт,

Тәртиби һайат, Аллаға рәхмәт.

Аъилә ичрә бу йахши хисләт,

Пәрзәнт тапқуси әқланә қудрәт.

Байлиқ вә сөләт, йоқсизға нәпрәт,

Биләръу, әмәсдуръинсани хисләт.

Әр хотун ара мәнлик, реқабәт,

Өйдә йоқ хошлуқ, абруй йалтирақ.

Өчкән пилилдап көйгән муһәббәт,

Хотун җавилдақ, әр пулға амрақ.

Йоқ өйдә артуқ һөрмәт вә иззәт,

Тәртип йоқ өйдә, һәммә иш питрақ.

Һәр күни бәш вах Аллаға ибадәт,

Қилмиши сөздин, Алладин жирақ.

Билик чирақи өчкән, өйгә йат,

Конулуқ өйдә мәңгүлик байрақ.

Йеңилиқ гуна, йеңилиқ уйат,

Пәрзәнт әрклики алдида тосақ.

Дослуқ чүшәнҗә мәнпәткә у, йат,

Сәмимилик у хислети әхмақ.

Мәнаси һайат байлиқ вә раһәт,

Пәрзәнткә өйдә мана бу савақ.

У өйдә өскән арзулуқ пәрзәнт,

Өзидин өзгигә болмайду амрақ.

Хислети һорунлуқ, арзуси раһәт,

Аллаға бәндемәс, мәнпәткә батрақ.

Бу икки аъиилә, икки җуп қурған,

Инсани имарәт хумдани қорған.

Бирсидә тавлинар пухта қиш обдан,

Иккинҗисидә хам, бузғуни қорған.

Аъилә әзаси пәрзәнт туғулди,

Түгимәс һайатиниң пәлли давами.

Парасәт зәрриси инсан төрәлди,

Алланиң қудрети, Алла иҗади.

Издимә әварә тәғдир тамғисин,

У сап пишанә йоқдур бәлгүси.

Асма бойниға көзлик тумарин,

У парчә қәғәз, йоқдур пайдеси.

Аллаға артма сән пәрзәндиң ғәмин,

У синиң ғемиң, әқли әмгекиң.

Тәғдирдин бәхтини күтмә сән униң

У алсун сәндин һайат ләгликин.

Билсун у, шәриъәт қатмаллиқ әмәс,

Молламниң гәплири барлиқ рас әмәс.

Аллаға ибадәт тамалиқ әмәс,

Җәннәткә тамалиқ ибадәт әмәс.

Һәҗ қилиш мәнаси сайаһәт әмәс,

Вә йаки сөләтниң либаси әмәс.

Һәммиси Алланиң таңғини әмәс,

Инсанниң күлкиси аңа йат әмәс.

Билсун у, ибадәт Аллаға рәхмәт,

Инсанға кирәклик Аллаға әмәс.

Шәриъәт тәртиплик йашашдур димәк,

Қуллуқниң рәнҗири әркликкә әмәс.

Қиблидур илләтниң роһи бирлики,

Өзгигә итаъәт әгешиш әмәс.

Һәҗ қилиш әҗдад вә әвлад бирлики,

Әҗдадни унтулуш чечилиш әмәс.

Билсун у, ибадәт әқланә һәркәт,

Ки маймун әгешип йәръүссүш әмәс.

Дин бирлик роһийети, инсанға ибрәт,

Йаратқан шиллигә артқан жүк әмәс.

Дин инсан һәркети, нәққиши хисләт,

Әқланә һәркәтниң қошқуни әмәс.

Сәҗдидә Аллаға қилиш ибадәт,

Инсанниң рәхмети, содиси әмәс.

У дунйа Алладин истәп пайдини,

Сәҗдидә баш уруш муслимлиқ әмәс.

У сода, пәрзәнткә йар қилма уни,

Болсун у дин ичрә пайда истимәс.

У синиң җисметиң, әвладиң синиң,

Парчә гөш түгүлүп үстәлдә йатқан.

Қил һәркәт, болсун у роһи давамиң,

Гәр болсаң сән муслим һәқиқи инсан.

Боламду қатил йа, адил у балаң,

Сатқун йа йалақчи вә йаки дадил,

Алдамчи, қоймичи, оғри йа ақ дил,

Һәммеси өзәңдин көрмә өзгидин.

Болсаң гәр, әр хотун бир җан вә бир дил,

Тәртип вә қаъидә өйиңдә даъим.

Билимгә һөрмәт вә Аллаға ибадәт,

Ғәм қилма, болар у инсан мулаһим.

Бөшикдә агулап йатқан бовақни,

Аңсиз дәп униңға сәвәнлик қилма.

У гөдәк шох ойнап алар савақни,

Һәркәт вә сөзиңни ойлимай қилма.

Ихлас, дин инсанниң қәлби чирақи,

Йахши вә йаманлиқ қилмишқа чигра.

Җәннәтдур у дунйа мәнзил турақи,

Гәр инсан һайати бу дунйа тоғра.

Дозақдур инсанға Алла җазаси,

У исан гәр бузуқ бу пани дунйа.

Җаза вә мукапат инсан сийақи,

Пәрқ тапар һайвандин бу пани дунйа.

Роһийәт җисмәтниң маһи2) давами,

Болмиса бу һайат тапмайду мәна.

Җаза вә мукапат қилмиш баһаси.

Болмиса бу дунйа сәһнаси маҗра.

Әждадниң һайати әвладқа савақ,

Аммаки әмәсдур у мутләқийәт.

Гунамәс издинип һайатда азмақ,

Гунадур җим йетип тапмақ қанаъәт.

Һәр әвлад һайати ки пәллә балдақ,

Болса гәр бир шота бу дунйа һайат.

Пәллидин пәллигә үстүнләп ашмақ,

Мәнаси бу дунйа инсани һайат.

Әждадиң болса гәр төвәнки балдақ,

Сән болсаң үстүнки, мәналиқ һайат.

Адәтни пәрзәнткә қилма сән тосақ,

Болсун у синиңдин үстүн бир балдақ.

Пәрзәндиң алса гәр сәндин түз савақ,

Болғуси пәллиси мукәммәл һайат.

Әвладдин әвладқа үстүн силҗимақ,

Ең исил һайатда мәналиқ җәһәт.

Һәр инсан һайати қисқа бир муддәт,

Әвладда давами мәңгүлик қисмәт.

Әждаддин алмиса әвлад роһийәт,

Мәнаси бу һайат пайдисиз җисмәт.

Һайатниң мәнаси димәкдур һайат,

Кәтмәкдур қалдуруп җисмәт, роһийәт.

Мана бу, төрт бири үчинҗи җәһәт,

Қан әмәс, һайатниң пузури хисләт.

Мана бу ибадәт, мәналиқ җәһәт,

Қанлиқ җәң қилғандин миң һәссә әла.

Қан билән жумақ қан әмәс ибадәт,

Һәй муслим қан билән сән ғусул қилма.

**

4

Төртинҗи җәһәт

Бу аләм бипайан, җимигә җай бар,

Асмандур санақсиз йултуз макани.

Уъичрә йап-йишил кичик бир чәмбәр,

Инсанниң у чәмбәр мәнзил макани.

Дәрйалар шавқунлап деңизға ақар,

Тинимсиз кәң диңиз суниң макани.

Тамчилап аққан су дәрйа жиғилар,

Мәхседи йоллада бузмақ тосақни.

Кәкликләр таш ара тағда җай алған,

Кәң дала, бәлләрдә җәйран ойниған.

Бағларда хүш пурақ гүлләр ечилған,

Гүл ишқи булбуллар таңда сайриған.

Чөлләрдә таш пақа, қамғақлар өнкән,

Дәрйа вә деңизда билиқлар үзгән.

Һөр қушлар асманда пәрваз әйлигән,

Қотанда һөрликсиз қойла мәригән.

Арчила, қарғайлар тағларда өскән,

Йиртқучлар орманда аҗизни йигән.

Сансиздур түрлири җанлиқ, җансизниң,

Арзулап зиминда өз макан тутқан.

Йаратқан Алладин хисләт җанлиққа,

Аҗизни йәп йашаш бу пани дунйа.

Шу сәвәп реқабәт җанлиқла ара,

Түгимәс маҗралар, бу кәң зиминда.

Инсанму уларниң қисмидур, шуңа,

Өз ара маҗрада төкиду қанла.

Инсанға бирилгән еқил парасәт,

Җимигә ғоҗулиқ Алладин ата.

Аммаки униңда һайатлиқ мәнпәт,

Җимигә охшашла һәммидин әла.

Бәк аҗиз инсанни йаратти Алла,

Шир, пилдәк йуқ униң җисмани күчи,

Бәрдаш йоқ униңда иссиқ-соғаққа,

Тошқанни қоғлапму йитәлмәс пути.

Чирайи инсанниң нә қиммәткә игә?

Сансиздур гүзәллик тәбиъәт ичрә.

Бәк қисқа һайати бу пани дунйа,

Истәйду мәңгүлик у бақи дунйа.

Мадда вә роһийәт җуғмиси аләм,

Қуллуқда баш игип турса алдида.

Нә кирәк Аллаға у аҗиз адәм?

Нә үчүн йаратти, нә мәхсәд анда?

Җимини роһийәт җисмәтлик3) тазим,

Әйләтти биръүчам топрақ алдида?

Көзгә илмай сөләтлик қилмиди тазим,

Биръиблис адәмгә, нә сәвәп анда?

Билмиди шәйтан мәхседин Алла,

Қоғланди һөзридин шуъан дозаққа

Димәкдур шәйтандин инсан җиқ әла,

Униңда Алланиң хислети дәна.

Болсиму җисмани аҗиз йаралған,

Чүшиниш вә иҗад хислети бәрпа.

Шу сәвәп җанлиқ вә җансиз йаралған,

Баш әгкән адәмгә икила дунйада.

Һайатлиқ һаҗети инсан җәмләшти,

Ирқи вә милләткә болинди ула.

У топла парчилап бөлүп зиминни,

Өз ара орнатти мәнпәти чигра.

Тил, йезиқ, хас адәт улар иҗади,

Айримлиқ һөрлики һәммидин әла.

Бәлки бу, Алланиң мәхсәт маһийети,

Йаратқан адәмини арзулап дунйа.

Қуръанда бар айәт: «Сақла җайиңни,

Капирдур муслимниң җайин тартқанла.

Җәһәт қил, йуртиңдин қоғла капирни,

Бу пәрздур, җәннити болар қурбанла».

Арзулап қоғда сән йуртуңда барни,

Җанлиқ вә җансизниң түрлирин сақла.

Һаҗәтсиз көрәңләп алма сән җанни,

Тәңпуңлуқ шәртини бузма, сән сақла.

Һәммигә җай бәргән йаратқан Алла,

Тәңпуңлуқ ичидә бәрпа бу дунйа.

Йоқатсаң бирсини бүгүн бипәрва,

Апәтлик йоқулар әтеси барла.

Димәк бу, муслимниң асаси қәрзи,

Җәң қилиш, қан төкүш, капирға қарши.

Дүшмәнниң алдида игилгән беши,

Муслимниң иблисқа қилған тазими.

Басмиған муслимниң макан, җайини,

Қәвимгә капир дәп, йарлиқ асма сән.

Бигүна қанларни җәңдә төкүшни,

Җәһәт дәп, муслимға адәт қилма сән.

Ким капир? Ким муслим? Аллаға айин,

Алланиң илкидә аҗиз бәндә сән.

Бигүна қан төкүп, азма имандин,

Пәқәтла йуртиңни сақла басқундин.

Елиңни капирдин сақлашқа атлан,

Һөрликни һәммидин бил әла һаман.

Сини вә йуртуңни дәпсәндә қилған,

Капирниң пийини көйдүр мусулман.

Чүшәнмәй қәрзини ибадәт қилған,

Аллаға әмәс у, садиқ мусулман.

Оқуған намазни, һәтта һәҗ қилған,

Мусулман әмәс у, капирдур һаман.

***

Җәһәтниң мәнасин уйғур тилида,

Хәлқимгә мән садиқ байан әйледим.

Гәр болса нухсанла кәчүргин Алла,

Уйғурға һөрлик бәк әла дәп билдим.

1994- йил,

Моcква.

__________________________

(1 Маһи — маһийәтлик

(2  Дон Жуъан — зинапәрәс.

(3 Роһйәтликләр — пәрештеләр.

Уйғур йезиқидин славийән йезиқиға айландуруп йезип чиққан Һәмраҗан — Амрақ