Hakim_Tursun_Sadirov

Шәрқий Түркистан Миллий Армийәси офитсериниң җәңгаһ хатирилири

Һаким Турсунниң: «Миллий азадлиқ инқилаби җәрянида мән һәқдар болған ишлар» намлиқ әслимиси.

1949-1944-йиллиридики Шәрқий Түркистан миллий азадлиқ инқилабиға қатнашқан миңлиған Миллий Армийә җәңчи-офитсерлири, зиялийлар, һөкүмәт хадимлири вә башқиларниң мутләқ зор көпчилики һазир аллиқачан бу дунядин кәткән болсиму, әмма уларниң елип барған дағдуғилиқ миллий азадлиқ инқилаби, җүмлидин азадлиқ үчүн елип барған җәңлири тарих сәһипилиридин орун алди.

Әнә шу инқилаб шаһитлириниң пәқәт аз бир қисмила өзлири қатнашқан, шаһит болған инқилаб һәққидә әслимиләрни йезип қалдурған болсиму, әмма миңлиған шаһитлар бундақ имканийәтләргә игә болалмиди. Демәк нурғун сәргүзәштләр, муһим вәқәләр, тарихий сирлар вә башқилар шу петичә қалди. Шуниң билән бир вақитта җәң мәйданлиридики, күндилик хизмәтләрдики нурғун пидакар кишиләр, қәһриманлиқларни яратқан җәңчиләр, офитсерлар, өзлирини әркинлик, азадлиқ үчүн атиған оғул-қизлар вақитниң өтүши билән һечқандақ язма хатириләр қалдурулмиғанлиқи үчүн унтулуп кетилди.

1949-1944-йиллиридики миллий азадлиқ инқилабиниң әнә шу җәрянлирини, қәһриманлиқларни, пидакарлиқларни вә қәһриман образларни кейинки әвладларға қалдуруш, тарих бәтлиридин орун алдуруш һәм унтулдурмаслиқ вәзиписини зиммисигә алған инқилаб шаһитлиридин бири, 1944-йили 7-ноябир күнидин башлап инқилабқа қатнишип, миллий азадлиқ инқилаб вә миллий армийиниң барлиқ җәңгивар мусапилирини баштин кәчүргән бир офитсерниң өзи көргән, қатнашқан вә аңлиған инқилаб мусапилиригә аит қол язма хатириси қолимизда турупту.

У болсиму, Шәрқий Түркистан Миллий Армийәси офитсери, мәрһум Һаким Турсун Садировниң «Миллий азадлиқ инқилаби җәрянида мән Һәқдар Болған ишлар» мавзулуқ техи нәшр қилинмиған қолязма әслимисидур.
375 бәтлик бу әслимидә мәрһум Һаким Турсунниң 1942-йилидин таки 1950-йилларда Миллий Армийә 5-корпусқа өзгәртилип мәвҗут болғанға қәдәр бешидин өткүзгән вәқәләр тәпсилий хатириләнгән. Һаким Турсун 1944-йили, 7-ноябир күни Ғулҗа қозғилиңи партлиған биринчи күнидин башлап инқилаб қойниға өзини атқан болуп, у вақитта әмдила 16 яшқа киргән Һаким Турсун бала партизан болушиға қаримай, 1944-йили, 12-ноябирдин башланған 86 күнлүк Һәрәмбағ, айродром җәңлиригә толуқ қатнишип, яриланған болсиму йәнә сәпкә қайтип келип, айродромни қоршап, азад қилиш җеңини давамлаштурған.

Әслимидин мәлум болушичә, Һаким Турсун 1945-йили, 8-апрел күни мунтизим Шәрқий Түркистан Миллий Армийәсиниң Ғулҗа атқучилар 2-полкиниң җәңчиси сүпитидә Ғулҗа шәһиридики паратқа қатнишип, өзиниң рәсмий мунтизим һәрбий һаятини башлиғаниди. Һаким Турсунниң Австралийәдә яшайдиған қизи Гүлбаһар ханим мәзкур инқилаб әслимисини өзи билән чәтәлгә елип чиққандин кейин уни бирму-бир рәтләп нәшр қилиш үчүн тәйярлиғучи болуп, у дадисиниң һаят мусапилири һәққидә тохтилип, Һаким Турсунниң илгири-кейин 9 йил һәрбий һаят мусаписини баштин кәчүргәнликини билдүрди. Һаким Турсун Садиров 1929-йили Ғулҗа шәһиридә туғулған вә Ғулҗадики уйғурчә һәм хитайчә мәктәпләрдә оқуған. У, 1944-йили, 7-ноябир күни инқилабқа қатнашқандин кейин илгири кейин азад нишанлиқ 2-атқучилар полкиниң разведка взводи җәңчиси, 1-атқучилар запас полки разведка взвод командири, баталйон штаб башлиқи, 1947-1946-йиллири Или билим юрти һәрбий қурулмиси бойичә баталйон штаб башлиқи, 1949-1947-йиллири арисида Миллий Армийә һәрбий соти вә тәптиш мәһкимиси офитсери болуп ишлигән. Миллий Армийә 5-корпусқа өзгәртилгәндин кейин армийә гезити тәһрири вә башқа хизмәтләрни атқуруп, 1953-йили һәрбий сәптин бошиған һәм канчилиқ вә санаәт институтини оқуп, ахири шу саһәдә ишләп, пенсийәгә чиқип, 2006-йили вапат болғаниди.

Гүлбаһар ханимниң ейтишичә, дадиси Һаким Турсун өз әслимисини 2005-2006-йили еғир кесәлгә гириптар болғанда йезип чиққан болуп, у бир тәрәптин кесәл билән елишип, йәнә бир тәрәптин мәзкур инқилаб әслимисини ахирқи тиниқи тохтиғучә йезишни давамлаштуруп, ахири тамамлап болуп вапат болған һәм буни әвладларға мирас қалдурған.

Шуни әскәртиш мумкинки, һазирғичә 1930-1940-йиллардики уйғурларниң миллий азадлиқ инқилаб мусапилири вә шу мәзгилләрдики түрлүк вәқәләрни, болупму 1944-1949-йиллардики Шәрқий Түркистан миллий азадлиқ инқилабини «Үч вилайәт инқилаби» нами астида баян қилидиған һәр хил әслимиләр уйғур елиниң ичи-сиртида йезилип бир қисми нәшр қилинип тарқитилди.

Түркийәдики егә университети профессори, уйғур мәдәнийәт вә тарихий мәсилилири тәтқиқатчиси Алимҗан Инайәт әпәндиниң қаришичә, уйғур дияри ичидә нәшр қилинған бу әслимиләр түрлүк сензора вә һөкүмәт идеологийәси бәлгиләп бәргән рамка астида йезилип тарқитилған, чәтәлләрдикилири болса бир қәдәр әркин йезилған. Униң қаришичә, мәйли чәтәлләрдә вә яки уйғур елидә йезилған болсун бу әслимиләр шу дәврни чүшиниш вә билиштә муһим әһмийәткә егә болуп кәлди. Бу әслимиләр әвладларниң өз тарихи мусапилирини билишидә вә тәрбийәлинишидә муһим рол ойниди.

Һаким Турсунниң мәзкур әслимисидә 7-ноябирдин тартип таки 1950-йили Миллий Армийә 5-корпусқа өзгәртилгәнгичә болған арилиқтики нурғун тарихий вәқәләр, тарихий шәхсләр, һәр милләт офитсерлири һәм уларниң иш паалийәтлири һәққидә илгирики әслимиләрдин пәрқлиқ һалда бир қәдәр әтраплиқ учурлар қалдурулған болуп, Һаким Турсун өзи көргән, қатнашқан, билгән һәммә вәқәләрни асасән йезип қалдурғаниди.

1944-1949-йиллири арисидики миллий азадлиқ инқилаб дәвридә партизан қошуни җәңчиси, Шәрқий Түркистан Миллий Армийәси офитсери, запас 1-атқучилар полки баталйон штаб башлиқи, Миллий Армийә һәрбий сот офитсери қатарлиқ вәзипиләрдә болуп, инқилабқа өзиниң тегишлик һәссисини қошқан Һаким Турсун Садировниң техи нәшр қилинмиған «Миллий азадлиқ инқилаби җәрянида мән һәқдар болған ишлар» намлиқ әслимиси һазирғичә елан қилинған миллий инқилаб шаһитлириниң әслимилири ичидә бир қатар өзгичиликләргә игә. Бу болсиму Һаким Турсунниң пәқәт өзи биваситә қатнашқан, шаһит болған вәқәләр вә сәпдашлириниң иш-һәрикәтлирини тәпсилий, инчикә вә растчил мәйданда туруп баян қилишидур.

Һаким Турсун өз әслимисидә баян қилишичә, у 1944-йили, 7-ноябир күни сәһәрдә башланған Ғулҗа қозғилиңиға шу күнила қатнишип, Абдукерим Аббасовниң орунлаштуруши бойичә қозғилаңчиларға ярдәмлишиш, тәшвиқат варақлирини тарқитиш ишлири билән шуғулланған, арқидин бир данә милтиққа еришип, партизан әтритиниң җәңчиси сүпитидә Һәрәмбағ, Айродром вә Ләңшаңға киривалған хитай қошунлирини қоршап йоқитиш җәңлиригә қатнашқан. Һаким Турсун өз әслимисидә баян қилишичә, у асаслиқи Ғулҗада яшайдиған рус яшлиридин Конкин, Безбарадов қатарлиқлар командирлиқ қилған, руслар көпрәк болған әтрәт тәркибидә 80 нәччә күн Айродромни қоршаш җеңигә қатнишип батурлуқ билән җәң қилған. Һазир Австралийәдә яшаватқан Һаким Турсунниң қизи Гүлбаһар ханим дадисиниң бу қолязма әслимисини нәшргә тәйярлиған болуп, униң ейтишичә, дадиси үчүн Айродром җеңи унтулмас хатириләрни қалдурған вә бу униң һаятидики һаят-маматлиқ дәқиқиләр иди.

Айродром җеңи 1944-йили, 12-ноябирдин таки 1945-йили, 31-январғичә давамлашқан болуп, тарихий шаһитларниң хатирилири вә башқа мунасивәтлик материялларға қариғанда, 1944-йили, 12-ноябир күни Ғулҗа қозғилаңчилири Шәрқий Түркистан җумһурийитини елан қилған күни Ғулҗа шәһириниң асасий қисми азад қилинип, пәқәт Айродром, Һәрәмбағ, Ләңшаңдин ибарәт үч нуқтиға хитай қошуни, сақчилири, мәмурий хадимлири вә уларниң аилә-тавабиатлири һәм бир қисим Ғулҗадики хитай аһалисидин болуп, 8 миңға йеқин адәм бекинивалған. Буларға генерал Ду Дефу вә Сав Рилиң қатарлиқлар қоманданлиқ қилған. Һаким Турсун әслимисидә қәйт қилишичә, бу җәңләрдә партизанлар тәрәптинму хели көп киши өлди вә яриланди. Өзи қатнашқан русларни асас қилған әтрәттики Илиниң рус пидаийлириму батурлуқ билән җәң қилди. Һаким Турсун әслимисидә уйғур командирлардин Манап ОсманоВ исимлик кишини алаһидә тилға алған болуп, Манап Османов Әхмәтҗан Қасиминиң ханими Маһинур Қасим вә кейинки атақлиқ тилшунас Мирсултан Османов әпәндиләргә туғқан иди. Манап ака өзиниң алаһидә батурлуқи билән әтрәттики руслар вә уйғурларниң һөрмитигә еришкән.

Һаким Турсун әслимисидә өзиниң 1945-йили, 8-апрел күни Шәрқий Түркистан Миллий Армийәси Ғулҗа атқучилар иккинчи полки разведка взвотиниң җәңчиси сүпитидә мәзкур қошундин айрилған 300 киши билән бирликтә Миллий Армийә қурулуш парадиға қатнашқанлиқини қәйт қилиду. Ғулҗа атқучилар 2-полки Ғулҗа шәһиридики яшларни асас қилип қурулған болуп, униң командири Ғулҗада чоң болған рус яшлиридин Николай Федияйев еди. Бу полк тәркибидә бир разведка взвоти болуп, 17 яшлиқ Һаким Турсун шу взвотниң җәңчиси еди. Һаким Турсунниң қизи Гулһабар ханимниң қәйт қилишичә, Һаким Турсун Затоликин командирлиқидики мәзкур взвот тәркибидә Җиң, Майтағ, Савән қатарлиқ җайлардики дүшмән арқа сәплиридә һәрикәт қилишқа қатнашқан.

Тарихий мәнбәләрдә қәйт қилинишичә, Шәрқий Түркистан Миллий Армийәси 1945-йили, 6-айларда үч фронт бойичә уруш башлаш алдида, оттура йөнилиштики хитай қошунлириниң арқа сәплирини қалаймиқан қилиш үчүн партизанлиқ һәрикәтлири елип бериш мәқситидә Рәпиқ Байчурин, Қазиқан, Фирсов қатарлиқ командирларниң башчилиқида мәхсус әтрәтләрни әвәткән болуп, әнә шу қатарда йәнә Ғулҗа пиядиләр 2-полки вә башқа қошунлардин талланған бир әтрәтни Затоликин командирлиқида мәхсус дүшмән арқа сепигиму маңдурди. Һаким Турсун мәзкур әтрәтниң тәркиби вә алаһидә қораллиниши һәққидә мундақ дәп язиду: «1945-йили май айлириниң ахири болуп қалди. Әтритимизниң җәңчилири хилланмақта, яшта чоңийип қалғанлар, саламәтлик вә аилә қийинчилиқи мунасивити билән бирқанчә руслар йөткиветилип, уларниң орниға полк бойичә хилланған рус әзимәтлири кәлмәктә. Уларниң һәммиси Или вилайәтлик рус гимназийәсиниң (Илидики әң юқири мәктәп) оқуғучилири, инқилаб башланғандин буян соқушларға қатнишип, қәһриманлиқ җасаритини намаян қилғанлар, бәзилири һәтта 2-полкниң рота-баталионлирида командир взвот, помком взвот қатарлиқ вәзипиләрдә болғанлар. Бәзилири пилимотчи, зәмбирәк, минамийотчилар. Мәсилән: Нилқа партизанлириниң муһим башлиқи болған полковник Назаров төкүниң қәйсәр икки оғли, санитарка Клава, униңдин башқа Сопахун адәмлиридин Ибраһим Пәйҗаң, Турақ Бәнҗаң, Достәк(таҗик) қатарлиқ бәш нәпәр җәсур җәңчиләр әтритимизгә қошулди. Әтритимизниң сани 50 нәпәр әтрапида болди. Қораллиримизму хилланмақта, үч-төт минамйот, он нәччә йеник пилимотлар(диктар, имга34) вә 20 нәччә йеңи аптомат, милтиқлиримиз Совет иттипақиниң йеңи милтиқи-трехлинейка, гранатлиримизму төт-бәш хил ишәнчлик һәм қудрити күчлүк гранатлар. Ишқилип, разведка әтритимизниң адими аран 50 болсиму, сәпләнгән қоралларниң сапасидин қариғанда, шу вақиттики бир баталйонниң қораллиниши билән баравәрдәк болди».

Мәзкур әтрәт Миллий Армийәниң 1945-йили 9-айниң бешида Шиху вә Җиңни азад қилиши үчүн үнүмлүк оператсийәләрни беҗирип Ғулҗаға қайтип кәлди. Бирақ Һаким Турсун еғир ярилинип сақайғандин кейин, 1945-йили, 8-айдин 1946-йили 2-айғичә Шәрқий Түркистан җумһурийити һөкүмити катибат бөлүмидә хизмәткә орунлишиду вә бир мәзгилдин кейин Ғулҗа шәһиридики запас 1-полкниң пилимот взвотиниң командири вә ахирида 1-баталйонниң штаб башлиқи болиду. Һаким Турсун 1947-йили Ғулҗа билим юрти һәрбий штаби башлиқи, Ғулҗа шәһәрлик гарнизон камендантида катип, Миллий Армийә алий сотидики һәрбий тәптиш оргининиң мәсул катипи, тергавчи қатарлиқ хизмәтләрдә болған. 1949-йили 12-айдин кейин Миллий Армийә 5-корпусқа өзгәртилгәндә 5-корпус штабида командир Лескинниң қол астида ишлиди.

Һаким Турсун әслимисидә нурғун башқа һечқандақ әслимиләрдә тилға елинмиған тәпсилатлар, учурлар вә тарихи мәлуматлар бар. Мәсилән униң Җиң җәң мәйданидики қәһриман зихруллам Надиров һәққидики учурлири өзгичидур. Униң баян қилишичә мәшһур қәһриман Зихруллам 1946-йили 7-айда һәрбий сәптин бошап юртиға қайтқандин кейин шу җайдики хәлқни бозәк қилишқа урунған бир байниң әдипини бәргәнлики үчүн һәр хил бәтнамлар чаплинип түрмигә ташланған. Әмма, мәйли генерал Исһақбек вә яки 2хмәтҗан Қасими қатарлиқлар бу әһвалдин хәвәрсиз қалған. 1948-йили, Әхмәтҗан Қасими Шәрқий Түркистан Миллий Армийәсиниң 3 йиллиқини хатириләштә Зихрулламни тәқдирлимәкчи болуп издигәндә униң түрмидиликини билип, Һаким Турсун қатарлиқларниң издиши билән түрмидин чиқирилған һәм 4-айниң 8-күнидики мурасимда Әхмәтҗан Қасими Зихрулламға орденини өзи тақап уни тәқдирлигән.

Һаким Турсун Садировниң «Миллий азадлиқ инқилаби җәрянида мән һәқдар болған ишлар» намлиқ әслимисидики бу мол мәзмунлуқ учурлар 1943-1949-йилиғичә болған арилиқтики Шәрқий Түркистан миллий азадлиқ инқилаби дәврини чүшиништә муһим толуқлима ролларни ойнайду.

Һаким Турсун Садиров 1953-йили, һәрбий сәптин бошап, Үрүмчидики кан-санаәт институтида оқуған вә оқуш пүттүргәндин кейин санаәт институти оқутқучиси болуп ишләп, пенсийәгә чиққан. 2006-йили Үрүмчидә вапат болған. У мәзкур әслимисини кесәл һаләттә йезип тамамлиған.
© https://www.rfa.org/uyghur/?encoding=cyrillic
Мухбиримиз Үмидвар
2020-07-02