Abdulla_Rozi

От йүрәк уйғур оғлани Абдулла Рози қатарлиқ инқилабчи зийалийларниң қисмити

( 1920-1945 )

Нәбижан Турсун ( тарих пәнлири доктори)

 

1945-йили 9-айда Ақсуда Лутпулла Мутәллип қатарлиқлар билән өлтүрүлгәнләр арисида Абдулла Рози исимлик уйғур хәлқиниң 20-әсирдә өткән от йүрәк милләтпәрвәр оғлани, шаири драматорги вә маарипчисиму бар иди. У 1920-йили Атушта туғулған, кейин Үрүмчидә оқуған вә Манаста турған һәм шу жайда өйләнгән.

Абдулла Рози Үрүмчидики дарилмуәллиминни пүттүргәндин кейин бир мәзгил Манас қатарлиқ жайларда ишлигәндин кейин, 1944-йилиниң ахирлирида Ақсу тәвәсигә сүргүн һесабида әвәтилгән. У Ақсу дарилмуәллимин қатарлиқ орунларда хизмәт қилған. 1945-йили 5-айларда Лутпулла Мутәллип қатарлиқлар билән биргә Ақсуда «Шәрқий Түркистан йашлар учқуни »тәшкилатини қурған. У, шу тәшкилатниң әң актип йетәкчилиридин бири иди. Абдулла Рози Учтурпанда бир мәзгил паалийәт қилған вә «Өгәй ана» намлиқ драммини йазған болуп, бу әсәр Учтурпан қатарлиқ җайлардики сәһниләрдә ойналған.

Рәһимсизлик образи «өгәй ана» хитай даирилириға қаритилғанлиқи үчүн дәрһал чәкләшкә учриған.

 

Абдулла Рози 1945-йили 8-айда Сопахун Совуров, Қасимжан Қәмбири, Абдукерим Аббасов қатарлиқлар рәһбәрликидики Шәрқий Түркистан миллий армийәсиниң бир әтрити Ақсуға чушүп, Байни ишғал қилиш билән узун өтмәйла Лутпулла Мутәллип, Мунирдин Ғожа, Билал Әзизи, Абдулла Давут қатарлиқ 30 дин артуқ «Шәрқий Түркистан йашлар учқуни» тәшкилатиниң әзалири билән бир қатарда қолға елинған. Дадам, рәһмәтлик Турсун Барат Абдулла Розиниң һайат паалийәтлири һәққидә көп издинип, илгири-кейин « Шинжаң тәзкиричилики»,«Шинжаң тарих материйаллири» вә башқиларда бир қанчә парчә тәкшүрүш мақалиси елан қилғаниди. Бу мақалиларда Абдулла Розиниң паалийәтлири вә тутқун қилиниш җәрйанлири тәпсилий байан қилинған. Дадам Турсун Баратниң тәкшүрүшичә, Абдулла Рози 1945-йили 7-айларда Учтурпанға кәлгән болуп, униң асаслиқ вәзиписи Учтурпандики Шәрқий Түркистан йашлар учқуни тәшкилатиниң паалийәтлирини күчәйтиш еди. Учтурпандики бу тәшкилатниң рәһбәрлири Шәрқий Түркистан җумһурийити рәһбәрлиридин Абдукерим Аббасовниң иниси Сейит Аббас, Өмәр Қасими вә башқилар еди. Тәшкилат асаслиқи оқутқучи вә шәһәр җәңгивар йашлиридин түзүлгән. Ақсудики «Шәрқий Түркистан йашлар учқуни тәшкилати» әйни вақитта Ақсу вилайити тәвәсидики әң күчлүк вә әң чоң тәшкилат болуп, униң асаслиқ вәзиписи Шәрқий Түркистан җумһурийити миллий армийәсигә маслишип, Ақсуда қозғилаң көтүрүш, ахирида Ақсуни азат қилиш вә пүтүн җәнубни азат қилиштин ибарәт мустәқиллиқ күрәшни нишан қилғанеди. Әмма, 1949-йилидин кейин, хитай коммунист һөкүмити буниң характерини өзгәртип, буни гоминдаң әксийәтчилиригә қарши инқилаби тәшкилат, Лутпулла Мутәллипни болса « Инқилабий қурбан » дәп ативалғаниди. Маһийәт җәһәттә Лутпулла Мутәллип, Абдулла Рози, Билал Әзизи, Абдулла Давут қатарлиқ Ақсуниң әң илғар 30 нәччә зийалийсидин тәшкилләнгән мәзкур тәшкилатниң мәқсити мустәқиллиқни әмәлгә ашуруш вә уйғур хәлқиниң һөрлүкини қолға кәлтүрүштин ибарәт иди халас!

 

Абдулла Рози Учтурпанниң Ақйар йезисида қолға елинип, Учтурпан түрмисидә азрақ вақит тутуп турулғандин кейин Ақсуға йөткәп кетилип, Лутпулла Мутәллип қатарлиқлар билән бир түрмигә ташланған. Бу 1945-йили 8-айниң ахирлири болуп, бу вақитта Сопахун партизан әтрити 1945-йили, 8-айниң 10-күни Байни азад қилип, Байни Шәрқий Түркистан җумһурийитиниң Бай наһийәлик һөкүмитини қурди вә бир һәптә турғандин кейин Ақсуға йүрүш қилип, алди билән муздаван йолидики қорғанни 21-авғуст күни азад қилди. Улар қорғанда бир һәптигичә йеңи пидаийларни қошуп қошунни кеңәйтип мәшиқ қилдурғандин кейин Ақсу шәһиригә қарап атланди. Әнә шу әһваллардин Ақсудики хитай қошуни қаттиқ алақзадә болушқанлиқи үчүн мәзкур тәшкилат әзалирини тутуш вә түрмидә қаттиқ контрол қилишни күчәйткәниди. Миллий қошун бу җәрйанда Тузават, Боздөң, Җам қатарлиқ җайлардики хитай қошунлирини тармар қилди вә 1945-йили, 1-сентәбир күни Конашәһәр, йәни Онсу наһийәси азад болди. 7-Сентәбир күни ғәлибә тәнтәниси вә роза һейт бирликтә өткүзүлди һәм Ақсу Йеңи шәһәр сепили қоршавға елинди. 14-сентәбир күни кечидә Җав Хәнчи башчилиқидики Ақсудики хитай җаллат һәрбий-сақчилири Шәрқий Түркистан йашлар учқуни тәшкилатиниң әзалириниң йеримини, йәни Мунирдин Ғожа қатарлиқларни өлтүрди. Арилиқта миллий қошун Ақсудин чекинип, бир һәптә өткәндин кейин 21-сентәбир күни Ақсу сепилини иккинчи қетим қоршиди, әнә шу 22-числаға өтидиған кечиси Җав Хәнчи башчилиқидики җаллатлар Лутпулла Мутәллип, Билал Әзизи, Абдулла Рози қатарлиқ тәшкилатниң ғоллуқ әзалириниң һәммисини қилич билән чанап вә етип йоқатти. Мәзкур җаллатлар шу қетим миллий армийәниң Ақсуни чоқум азад қилишиға көзи йәткәнлики үчүн Лутпулла Мутәллип қатарлиқ уйғурниң бу сәрхил зийалийлирини тирик һалда уларниң қолиға қалдурушни халимай һәммисини өлтүриветишни қарар қилғаниди. Лутпулла Мутәллип қатарлиқларниң өлтүрүлушигә аит тәкшүрүш доклати 1950-йилларда турғузулған болуп, бу доклаттин қариғанда уларни өлтүрүшкә қатнашқанлар ичидә 3 уйғур сақчи бар, қалғанлириниң һәммиси хитай һәрбий вә сақчилири иди.

 

Шәрқий Түркистан җумһурийити һөкүмити 1947-йили Лутпулла Мутәллип, Абдулла Рози, Абдулла Давут, Билал Әзиз, Мунирдин Ғожа қатарлиқ өлтүрүлгән йашларниң 38 нәпәр икәнликини бекиткән. Дадам Турсун Барат Учтурпанда охшашла 18-21-сентәбир күнлири Лутпулла Мутәллип қатарлиқлар билән охшаш вақитта мәзкур тәшкилатниң Учтурпандики әзалиридин Абдукерим Аббасовниң икки иниси -Сейит Аббас ( 18 йаш, оқутқучи), Артуқ Аббас ( 22 йаш, бу киши мениң һаммамниң ери иди, шәһәр йашлиридин ) қатарлиқ 18 нәпәр йашниң коллектип вә айрим шәкилдә өлтүрүлгәнликини ениқлап чиққаниди.

 

Хитай гоминдаң һәрбий вә сақчи даирилири шу қетимлиқ қирғинчилиқта Ақсу , Учтурпан, Бай, Кучарлардиму мәхпий тәшкилат әзалирини өлтүргән болуп, уларниң қатарида йәнә атақлиқ шаир Нимшеһит Әрмийә Елиниң иниси Қадир Елиму бар иди.

 

Әпсуски, Ақсудики мәзкур йашларниң милләтни азад қилиш йолидики пидакарлиқлири бикарға кәтти. 1945-йили, 10-айниң 14-күни Сопахун, Қасимҗан, Абдукерим Аббасов, Мирзигул, Асилхан, Дамолла Рази қатарлиқлар башлиған Ақсу тәвәсигә әвәтилгән барлиқ қошун Сталин рәһбәрликидики совет иттипақиниң оттуриға чүшүп, Шәрқий Түркистан тәрәпкә бесим көрситиши нәтиҗисидә, Шәрқий Түркистан җумһурийити билән хитай тәрәпниң тинчлиқ сөһбити башлиши мунасивити билән буйруққа бинаән Илиға чекинишкә атланди. Әмма вәдисидә турмиған Ақсудики хитай қошунлири бирдинла һуҗумға өтүп, уларни еғир талапәткә учратти, бу хитай әскәрлири тинч аһалиларға қарита «оғриларға йардәм бәрдиң»дәп рәһимсизләрчә өч елип қирғинчилиқ қилди. Кәминәниң қолида шу қирғинчилиқ хатирлири турупту, бу байанлар « 12 томлуқ уйғур омуми тарихи»ниң «Шәрқий Түркистан жумһурийити » қисимлиридин орун алди әлвәттә.

 

Ақсу, Учтурпан, Кона шәһәр, Бай қатарлиқ җайларда хитай гоминдаң әскәр вә офитсерлириниң 1945-йили, 9-11-айларда елип барған мәзкур қирғинчилиқлири бу худди Йапон милитарист армийәсиниң Хитайда елип барған қирғинчилиқлири, Гитлер германийәсиниң совет иттипақи вә башқа бесилвалған җайларда елип барған қирғинчилиқлиридин ешип чүшсә чүшидуки һәргиз төвән әмәс иди. Бу ечинишлиқ вәқәләр Ақсу хәлқигә чоңқур из қалдурди. Лутпулла Мутәллип, Абдулла Рози , Абдулла Давутов вә башқа шу қетимлиқ қирғинда һайатидин айрилғанлар Ақсу вилайити тәвәсидики әң илғар, милләтпәрвәр вә йуқири мәлуматлиқ зийалийлар болуп, уларниң бир қисми Совет иттипақиниң Оттура Асийа университетини пүттүргәнләр, бир қисми Совет иттипақиниң Қарақол, Мәрғилан, Ташкәнт қатарлиқ шәһәлиридә туғулған вә дәсләпки балилиқ дәврини баштин кәчүргәнләр, йәнә бәзилири Үрүмчидә оқуғанлар иди. Бу йашларниң ичидә Ақсуда йашайдиған икки нәпәр өзбек, бир нәпәр қазақ, 2 нәпәр рус бар болуп, қалғанлириниң һәммиси уйғурлар иди.