Gojahmet Sadvaqasov

Ғоҗахмәт Садваққас

Тонулған алим, түркшунас, тил тәтқиқатчиси вә җамаъәт әрбаби Ғоҗахмәт Садваққас Gojahmet Sadvaqasov 1929- йили 7- айниң 15- күни Қазақистанниң Чоң Ақсу дегән йеридики адди деһқан Садваққас аъилисидә дунйаға кәлгән.
Ғоҗахмәт Садваққас башланғуч вә оттура мәктәпни өз йезисида оқуған. 1949- йилидин 1950- йилиғичә Абай намидики қазақ пидагогика университида оқуған. 1957- йили һазирқи заман уйғур тилиниң имла қаъидиси бойичә қазақ пәнләр академийисидә кандидат болған. Униңдин кейин Пәрғанә вадисидики уйғурларниң тилини өгиниш үчүн тил-шевә тәтқиқати гурупписини қуруп чиққан вә униңға рәһбәрлик қилған. Униңдин кейин Түркмәнистан уйғурлири вә уларниң тиллири, Йәттису уйғурлириниң тил-шевисидә субйектип амилни әкис әттүридиған васитиләр тоғрисида илмий тәтқиқат елип барған. Униң бу тәтқиқати салмақлиқ орунни игиләйду.
Ғоҗахмәт Садваққас бир уйғур алими болуш сүпити билән уйғур тили саһәсиниң һәрқайси тәрәплиридә тәтқиқат елип бариду. Униң елип барған тәтқиқати уйғур тилиниң имла қаъидиси, уйғур әдәбий тилиниң имласи тоғрисидики нәтиҗисини қелиплаштурушта чоң, иҗабий рол ойнайду. У 1961- йили 16 миң сөздин тәркиб тапқан «уйғурчә-русчә луғәт»ни түзгүчиләрниң бири иди. У 1963- йили Әхмәт Елийоф әпәнди билән бирликтә «уйғур тилиниң имла луғити»ни түзүп чиқиду. Кейин Абдувели Қайдароф билән бирликтә «уйғур тили грамматикиси» вә «уйғур тили әдәбийати дәрслики» қатарлиқ китабларни түзүп чиқиду. 1962- йилидин 1970- йилиғичә Пәрғанә вадисиниң һәр қайси җайлирида тәтқиқат елип бериду. У бу җәрйанда топлиған материйаллири асасида 1970-йили «Пәрғанә вадисидики уйғурларниң тили» (икки қисим) намлиқ китабини йезип чиқиду.

…..

1976- йили Ғоҗахмәт Садваққасниң исми Қазақистанниң төһпикарлириниң исми йезилидиған «һөрмәт алтун китаби» ға киргүзүлиду. У 1977- йили Қазақистан пәнләр академийиси тәрипидин Чоқан Велиханов намидики мукапатқа еришиду. Ғоҗахмәт Садваққасниң 1951- йили аспирантлиқта бирликтә оқуған савақдиши, түркшунас алим Абдувелиҗан Қайдароф Ғоҗахмәт Садваққас тоғрилиқ мундақ дәйду:
— «Униң өз хәлқи үчүн қилған хизмәтлирини йашлар унтуп қалмаслиқи керәк. Чүнки у өзи үчүн ишлимиди. У пүтүн һайатини уйғур тили, мәдәнийитигә, өз хәлқигә беғишлиған адәм. У совет уйғурлириниң арисида алаһидә көзгә көрүнгән, 1-қетим, 1-болуп Қазақистан пәнләр академийисиниң мухбир әзаси болуп сайланған алимларниң бири. Униң ‹һазирқи заман уйғур тили› намлиқ китаби Шәрқи Түркистанда нәшир қилинди, кейин хитайчиға тәрҗимә қилинди. Бу китабниң кириш сөзидә, ‹бу башқа милләтләрниң уйғур тилини өгиниши үчүн бирдин бир оқушлуқ› дәп йезилған, бу һәқиқәтән чоң баһа» дәйду.
Ғоҗахмәт Садваққас 1950- йиллиридин башлап йазған мақалилиридила, шу вақитниң шараъитида, уйғур мәктәплиригә немиләрниң керәк, немиләрниң кәмлики тоғрилиқ мәхсус тохталған. У 1950- йиллиридин башлап уйғурларниң тарихчи, йазғучи, тәтқиқатчилири билән айрим-айрим көрүшүп уйғур әдәбийатиниң көзгә көрүнгән намайәндилиридин бир гуруп тәшкилләйду. 1957- йили уйғурларниң ичидин тунҗи болуп «уйғур совет әдәбийат дәрслики»ни түзүп чиқиду. 1955- йили уйғур йазғучиларниң һекайиләр топлими нәшир қилинидиған вақитта бу топламға муқәддимә йезип бериду. У йазған муқәддимисидә 2- дунйа урушидин кейинки уйғур йашлириниң кәлгүсидики вәзипилирини көрситип бериду.

…..

У 1983- йили профессорлуқ унвани алиду. Шу йили Қазақистан һөкүмити униңға Қазақистанға хизмәт көрсәткән пәнләр әрбаби дегән нам бериду. Шуниң билән биргә Қазақистан маъарип министирлики уйғур бөлүминиң рәһбири болуп тәйинлиниду. У йәнә совет иттипақи шәрқшунаслар бирләшмисиниң әзаси, Асийа, Африқа, Латин Америка хәлқлири тарихи тәрәққийат кеңишиниң әзаси болиду. 1983- йили униң «түрк тиллар диваниниң тәрҗимиси һәққидә» қатарлиқ бәзи илмий мақалилири аталмиш Шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин елан қилиниду.
Ғоҗахмәт Садваққас 1985- йиллири «пәрваз» намлиқ йилда 2 сан чиқидиған уйғурчә әдәбий журнални тәсис қилиду һәмдә бу журналниң тәһрирлик вәзиписини үстигә алиду. Униңдин башқа «совет төһпикарлар журнили»ниң тәһрир әзаси болиду.
Ғоҗахмәт Садваққасниң әң чоң төһписи болса 1986-йили Қазақистанда уйғуршунаслиқ институтини қуруп чиққанлиқидур. У бу институтини қуруп чиқиш үчүн наһайити көп җапа чекиду вә һәр тәрәплимә бесимға учрайду.
Әзмәтов уйғуршунаслиқ институтиниң қурулуш җәрйани үстидә тохтилип шундақ дәйду: «мән 1984-йилидин 1986-йилиғичә Москвадики иҗтимаъий пәнләр академийисидә оқуватқан вақтимда Ғоҗахмәт Садваққас уйғур шунаслиқ институтини тәстиқлитиш үчүн Москваға бир қанчә қетим кәлгән иди. У һәқиқәтән көп җапа чәкти, әтидин кәчкичә пәнләр академийисиниң вә шәрқшунаслиқ институтиниң рәһбәрлиригә йүгрәп һеч һали қалмайтти шундақ болсиму пәқәтла үмидсизләнмәйтти. Бәзи күнлири кәчтә бир қанчимиз олтуруп сөһбәтлишип қалаттуқ. Бу вақитта у уйғуршунаслиқ институтиниң ечилишини нәқәдәр үмид қилидиғанлиқини сөзләп келип, ‹университетимиз ечилса, илим-пәнниң чоң мәркизигә айланса, йаш әвладлиримизни тәрбийиләп кәлгүсидә шундақ-шундақ алим, инженерларни, сийасәтчи, тәтқиқатчиларни, һәр дәриҗилик кадирларни тәрбийиләп йетиштүрсәк…›» дәп, арзу-арманлирини сөзләп берәтти.
У уйғуршунаслиқ институти ечилғандин кейин чәксиз үмид вә көтүрәңгү роһ билән һәр бир бөлүмләргә талантлиқ оқуғучиларни қобул қилип тәрбийиләйду. Уларни техиму йахши оқушқа риғбәтләндүрүш үчүн, Москва, Ташкәнтләрдики бәзи шәрқшунас алимлар билән көрүшүп уйғурларни тәрбийиләп бериши үчүн тохтам түзиду. Униң бу төһписи әйни вақитта Русийә вә пүтүн Оттура Асийа Түрк җумһурийәтлиридә йашаватқан, вәтән ичи вә сиртидики барлиқ уйғур хәлқини хошал қилиду вә һайаҗанландуриду. Бу институтта уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, тили, әдәбийати, асарә-әтиқилири кәң көләмдә тәтқиқ қилиниду.
Һазир у қуруп чиққан уйғуршунаслиқ институти бүгүнки Оттура Асийа дөләтлири тәвәсидә бирдин бир уйғуршунаслиқ мәркизи болуп қалған.
Ғоҗахмәт Садваққас уйғуршунаслиқ институтидин башқа йәнә Алмута дөләт университетидиму, Ташкәнт университети Шәрқ факултетиниң йениғиму бирдин уйғур бөлими ачиду.
Униң илмий издиниш даъириси наһайити кәң болуп, һәр саһәдин көплигән алимларни тәрбийиләп чиқиду. У йәнә чәт әлләрдики университетлар билән мунасивәт бағлашқиму алаһидә әһмийәт берип, Америка, Германийә, Түркийә қатарлиқ дөләтләрниң алимлири билән қойуқ мунасивәт орнитиду. Униң тиришчанлиқи нәтиҗисидә оқуғучилири Москва, Ташкәнт, Түркийә қатарлиқ дөләт вә шәһәрләргичә берип оқуйду. Һәтта Шәрқи Түркистанниң Үрүмчи, Қәшқәр қатарлиқ шәһәрлиригә берип, Шәрқи Түркистандики тәтқиқатчилар билән һәмкарлиқ мунасивити орнитип уйғур тилиниң тәрәққи қилиш мәсилилири үстидә тәтқиқат елип бариду.
Ғоҗахмәт Садваққас һәр йили көплигән дөләтләрдә ечилип туридиған хәлқара йиғинларға тәклип билән қатнишиду. Шундақла өзи баш болуп нурғун йиғинларни уйуштуриду. Булардин башқа Ислам дөләтлириниң тәклипи билән Сәъуди Әрәбистанниң Мәккә, Мәдинә шәһәрлиридә йашаватқан уйғурлар билән көрүшүп пикир алмаштуриду. Йәнә «уйғур йезиқиниң тарихи вә асаслири» дегән темиларда тәкрар-тәкрар лексийә сөзләш паъалийәтлирини орунлаштуриду. Униң бу тиришчанлиқиниң нәтиҗисидә уйғуршунаслиқ тәтқиқати күндин-күнигә тәрәққи қилиду. У бу һәқтә тохтулуп: «кейинки 12 йил ичидә уйғуршунаслиқ саһәсидә хелә йахши илгириләшләр барлиққа кәлди. Бу йеңилиқларниң әң чоңи болса уйғуршунаслиқ институтиниң қурулуши. Шуниңдин кейин мавзу кеңәйди. Илгири Шәрқи Түркистан әдәбийати вә уйғурлар тоғрилиқ сөз қилиш мумкин әмәсти, һазир болса башқа милләтләрниң тәтқиқатчилириму мушу темини мәхсус өгиниватиду. Һазир 6 кишилик бир гуруп қурулуп, уйғур тилиниң әмәлий мәсилилирини өз ара музакирилишидиған болдуқ.» дәйду.

…..

Ғоҗахмәт Садваққас пәқәт илмий хизмәтләр билән шуғуллунупла қалмастин, ана вәтини болған Шәрқи Түркистанниң сиртидики Оттура Асийа җумһурийәтлири қатарлиқ һәрқайси дөләтләрдә йашаватқан уйғурларниң иттипақлиқи вә уйғур мәдәнийитиниң тәрәққийати үчүнму наһайити көп хизмәт ишләйду. Дунйа уйғур қурултийиниң муъавин рәъиси Қәһриман Ғоҗамбәрди Ғоҗахмәт Садваққасқа мундақ баһа бериду:
— «У Оттура Асийа дөләтлиридики тәшкилатларниң башлиқлирини бир йәргә йиғиш үчүнму көп тиришқан. У Қзбекистан, Қазақистан, Қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдики тәшкилат башлиқлирини йиғип 1991-йили 10-айниң 22-күни бир чоң йиғин орунлаштурған. Бу йиғинда «силәргә немә керәк?» дәп қойулған суъал күнтәртипкә кәлгән. У шуниңдин кейин Оттура Асийа Түрк җумһурийәтлиридики барлиқ уйғур тәшкилатлирини бирләштүрүп, «уйғур иттипақи»ни қуруп чиқиш үчүн дәсләпки қәдәмдә 11 кишилик тәййарлиқ комитети қуруп чиқиду. У буниң билән тохтап қалмай, бу тәшкилатниң қандақ қилиши керәклики тоғрилиқ низамнамиләрниму бекитип бәргән. У йәнә Америка, Түркийә, Сәъуди Әрәбистан қатарлиқ дөләтләрдики уйғурларниң сийасий тәшкилатлири билән давамлиқ алақә қилип турған. Биз униң мана мушундақ алаһидә тәрәплирини техи билмәймиз. Йиғип ейтқанда бүгүнки уйғур иттипақиниң асасий программиси мушу кишиниң бивастә қол тиқиши билән шәкилләнгән.»
Уйғуршунаслиқ институтини у қуруп чиқиду. Әлвәттә, униң әтрапида өз миллитиниң тәқдиригә көңүл бөлидиған башқа алимларму бар. Институт қуруш дегән ундақ адди иш әмәс. Болупму башқа бир дөләттә.
Уйғуршунаслиқ саһәсидә Ғоҗахмәт Садваққасниң ишлигән хизмәтлири наһайити көп. Уйғуршунаслиқ омумән қилип ейтқанда түркшунаслиқниң асаси болуп һесаблиниду. Ғоҗахмәт Садваққастәк алимлар болғанлиқи үчүн бүгүнки күндә Қазақистан муһим уйғуршунаслиқ мәркәзлиридин биригә айлиниду. Униң сәвәби билән бир қисим алимлар, тәтқиқатчилар, кадирлар өсүп йетилиду. Оттура Асийа җумһурийәтлиридә йашаватқан уйғур хәлқиниң мәниви һайатида көплигән йеңилиқлар барлиққа келиду. Милли маъарип, уйғур тили, мәдәнийити һәм милли роһниң мәвҗут болуп туруши шундақла Оттура Асийа җумһурийәтлиридики уйғурларниң иттипақлиқи үчүн көплигән хизмәтләр ишлиниду.
Тонулған алим, түркшунас, тил тәтқиқатчиси вә җамаъәт әрбаби Ғоҗахмәт Садваққас 1991-йили 11-айниң 15-күни 62 йешида вапат болиду.
1994-йили униң җапалиқ хизмәтлириниң мивиси болған уйғуршунаслиқ институтиға «Ғоҗахмәт Садваққас институти» дәп нам берилиду. У йашиған өйгә йадикарлиқ тахтиси орнитилиду.

…..

Ғоҗахмәт Садваққас вапат болғандин кейин Ғоҗахмәт Садваққас институтида һәр йили уни хатириләш паъалийити өткүзүлүп кәлмәктә икән.