Среда, 20 ноября, 2024
ТарихУйғурлар

Elaiddin Muhemmed Xoteni

ئەلائىددىن مۇھەممەد خوتەنى

Теббий устаз әлламә Әлаиддин Муһәммәд Хотәни қараханийлар ханлиқи дәвридики бүйүк тиббий алимлар қатарида барлиқини уйғур тебабитигә вә униң тәрәққийатиға беғишлиған болуп, униң туғулған йили һәққидә Рәҗәп Йүсүп әпәнди өзиниң «Әлаиддин Муһәммәт Хотәни вә әлламә кәнти тоғрисида» намлиқ мақалисидә : «Әлаиддин Муһәммәд Хотәни милади 1160-йили һазирқи Хотән наһийисигә қарашлиқ Борзат райони (Бағча йеза)Хәличә кәнтидә дунйаға кәлгән» дәп йазса, мәрһум тиббий алими Абдулһимит Йүсүф һаҗи қатарлиқ бир түркүмләр мақалә — әсәрләрдә бирдәк «милади 1150-йили туғулған » дәп йазған. Алимниң туғулған йили һәққидә «1150-йили» ни дәсләптә Абдулһимит Йүсүф һаҗи мунасивәтлик қәдимки әсәрләрни селиштуруп оттуриға қойған. Өзини Әлаиддин Муһәммәд Хотәниниң әвладлири һесаблайдиған бир қисим тевипларму мушу йилни нәсәп тарихи бойичә оттуриға қойған. Шуңа биз бу йәрдә Абдулһимит Йүсүф һаҗиниң оттуриға қойғинини ишәнчлик, дәп қараймиз.

Алим Әлаиддин Муһәммәд Хотәни Хоҗа Муһәммәд исимлик бир диний зат аилисидә туғулуп өскән болуп, атиси оғлини әтраплиқ тәрбийиләшкә көпрәк әһмийәт бәргән. У өсмүрлүк вақтида атисиниң тәрбийисидә диний илмидә хелила нәтиҗә қазанған болғачқа, атиси униң илимгә болған қизғинлиқиға йетәрлик шараит йаритип бериш мәқситидә уни әйни вақиттики даңлиқ оқутуш йурти Қәшқәр «Сачийә мәдриси» гә диний илим вә тиббий илим игиләп, өзини әтраплиқ тәрәққий қилдурушқа әвәткән, Әлаиддин Қәшқәргә кәлгәндин кейин әрәб, парис тиллирини техиму қетирқинип өгиниш, өзләштүрүш, мәзкур мәдриснииң барлиқ оқутуш мәзмунлири билән тонушуп чиқиш билән биргә, асаслиқ зеһни күчини тибабәт илмини өгинишикә қаратқан. Бу мәдристә бүйүк устазлар тиббий илимдин көңүл қойуп дәрс бәргәчкә вә әмәлийәт билән бағлашқа диққәт қилғачқа, у устазлириниң йардимигә қисқа муддәт ичидила тиббий илимдин хелила мукәммәл билимгә игә болған вә оқушни тамамлап, туғулуп өскән йурти Хотәнгә қайтип кәлгән, алим Әлаиддин Хотәнгә қайтип кәлгәндин кейин йурт җамаити ичидә униң *сачийә мәдриси* ни әла нәтиҗидә тамамлап әлламә дигән йуқири унванға еришкәнлик хәвири наһайити тезла тарқалған. Нәтиҗидә униңдин тиббий илим өгинишкә келидиғанлар бирдинла көпийип, өйи тарчилиқ қилған. Оғлиниң мана шундақ хәйирлик иш билән мәшғул болуватқанлиқидин сөйүнгән Хоҗамуһәммәд уни аз билимини техиму көпләп тарқитиш пурситигә игә қилиш мәқситидә чоң бир мәдрис ечип бәргән. Шуниңдин башлап, әлламә Әлаиддиниң күнлири техиму алдирашлиқта өтүшкә башлиған, бәзи мәлуматларға қариғанда, униң нами Тарим вадисидин һалқип чәт әлләргиму тарқалған болуп, йирақ әлләрдин уни устаз тутуп келидиғанларниң айиғи үзүлмигән, қисқичә бир қанчә йил ичидә униң оқуғучилири 3000дин ешип кәткән.

У бир тәрәптин шәриәт ишлири билән мәшғул болса, йәнә бир тәрәптин тиббий илим тарқитиш, мәхсус тиббий издиниш елип бериш, өзидин илгири өткән тиббиалимларниң мувәппәқийәтлиридин иҗадий пайдилиниш арқилиқ бир қисим мәхсус әсәрләрни йезип чиққан. Йеқинқи бир қанчә йилдин бери алимниң иҗадийәсәрлири һәққидә елип берилған тәтқиқатларда, униң тиббий хадимларниң қәстән йаки сәвән садир қилған хаталиқлириға шәриәт һөкми бойичә бир тәрәп қилиш тоғрисида бир қанчә маддилиқ чарилири һәмдә йалған тевиплар вә башқиларниң кишиләрниң саламәтликигә җисманий вә роһий җәһәттин зийан йәткүзидиған җинайәтлири үчүн берилидиған җазалар тонуштурулған. «Әлқиқһутиббийә» (тибабәт қанонлири)намлиқ китабта 11-әсирдин бурунқи дәвирләрдә уйғурларниң тебабәт нәзирийилири сөзләнгән һәм һәрхил кесәлликләрни давалаш қаидә — пиринсиплириниң җәвһәрлири наһайити йиғинчақ вә мукәммәл байан қилинған. «Зубдәтил қаванил илаҗ» (давалашқаидилириниң җәвһәрлири)намлиқ китабиниң барлиқиниң һәққидиму мәлумәтлар бар. Йеқинда Муһәммәд Бақи алим қатарлиқлар алимниң йуқириқи икки парчә әсиридин башқа «көп учрайдиған кесәлликләрни давалаш ретсиплири», «давалаш қанунлиридин хуласә» қатарлиқ әсәрлириниңму барлиқини, бу әсәрләрниң өз қолида сақлиниватқанлиқи ашкарилиди. Бу бир йеңи нәтиҗә сүпидидә уйғур тебабәт тарихида тегишлик орун игәлләйду.

Алимниң «Әлғиқһу тиббийә »(тебабәт қанунлири)намлиқ әсирини мәрһум Турди Муһәммәд ахунум мирас сүпитидә сақлап кәлгән болуп, уни 1950-йиллири өпчүрисидә мәрһум тиббий алим Абдулһимит Йүсүф һаҗиға көрсәткән. Узақ өтмәй башланған «мәдәнийәт зор инқилаби» дәвригә кәлгәндә Турди Муһәммәд ахунумниң өйидики көплигән қиммәтлик әсәрләр көйдүрүлгән, шулар қатарида «әлғиқһу тиббийә»му йоқап кәткән. Бир қанчә қетимлиқ көйдүрүштин сақлинип қалған қисмән әсәрләрни болса Турди Муһәммәд ахунум вапат болушидин бир-икки йил илгири күйоғли Бақи Алимға көмүп қойған җайидин етип бәргән. Һазир униң қолида сақлиниватиду.

Алим Әлаидидин Муһәммәд Хотәниниң һайатий паалийити һәққидә йезилған мунасивәтлик материйалларниң һәммисидә дегүдәк уни «1222-йили вапат болған» дегәнләр хатирлинип кәлгән. Бу қараш мәйли Абдулһемит Йүсүф һаҗиниң мақалә — әсәрлиридә болсун вә мәйли Әбәйдулла Ибраһимниң «дағ» романида болсун бирдәк һөкүм сүрүватиду. Лекин тарихни инчикиләп тәтқиқ қилидиған болсақ, униң вапати һәққидә йилнамисиниң тоғра әмәсликини тезла айдиңлаштурувалалаймиз.

Көпчиликкә мәлум болғинидәк, килассик әсәрләрдә алимниң вапати һәққидә ениқ йилнамә йоқ. Пәқәт уни Күчлүкниң өлтүргәнлики сөзлиниду. Биз Күчлүкниң һайат хатириси йезилған әсәрләрдә җүмлидин В.В. Батолдиниң «йәттә су тарихй очириклири» намлиқ китаби вә Абләт Нурғун әпәндиниң «ғәрбий йуртниң тарихий вә мәдәнийити тоғрисида издиниш » намлиқ китаблирида бирдәк Күчлүкниң муңғуллар билән урушта мәғлуб болуп қачқанлиқи, шундақла Памирдики Сарқум дигән җайда каллисиниң елинғанлиқи, бу вақитниң 1218-йиллири икәнлики һәққидә қарашларни наһайити ениқ көрүвалалаймиз. Болупму «йәттә су тарихиниң очириклири» намлиқ китабта бу һәқтә хели тәпсилий мәлуматлар хатирләнгән, шу сәвәбтин биз Күчлүкниң Әлламә Әлаиддин Муһәммәд Хотәнини өлтүргән вақитниң 1222-йили әмәс, бәлки 1218-йилидин бурунқи вақитларни көздә тутиду дәп қараймиз. Бу һәқтә ениқ бир йилнамини көрситиш үчүн әтраплиқ издиниш зөрүр әлвәттә. (давайи тор бети)

©АМРАҚ АРХИВИ