Tömür_Tüwrük

Төмүр Түврүк

Лу Миңшән ( Төмүр Түврүк ) 13-әсирниң ахири, 14-әсирниң башлирида Йүән сулалиси дәвридә өткән йеза игилик алими. У «йеза игилик билимлиридин асаслар» дегән китабни йезип, уйғур дийари вә ички өлкиләрдики деһқанчилиқ әнәнисини өрнәк қилип, шу дәврниң йеза игилик еһтийаҗи үчүн пайдилиқ нурғун көрсәтмини оттуриға қойған. Китабтики зираәт түрлири, мевә түрлири, отйаш түрлири, дора өсүмлүклири, һәсәл һәриси беқиш, өй һайванлири беқиш, пиличилик, һаварайи, су иншаатлириға даир техникилиқ мәслиһәтләр өз дәвригә нисбәтән илғар иди. Аптор йәнә уйғурлардин ички өлкиләргә киргән бедә, пийаз, сәвзә, зиғир, анар, йаңақ, пурчақ, кевәз қатарлиқ зираәтләр тоғрисидиму алаһидә тохталған.(Абдуқадир Җалалидин)

Лумиңшән 鲁明善 Йүән дәвридики деһқанчилиқ илминиң пири. (1271—1368)исми Төмүр Түврүк. Атиси қарлиқ наташ өлималар мәһкимисиниң пүтүкчи дорғаби вә пәрманбәрдари. Ишикағиси қатарлиқ мәнсәпләрдә болған. Йуән сулалисиниң башлирида, Лумиңшән дадиси билән биллә Ғәрбий йурттин Ханбалиқ (һазирқи Бейҗиң) гә көчүп келип, атисиниң намидики *Лу* хетини фамилә қилип қолланған. 1314-йили Лумиңшән Шүчин аймиқи (һазирқи Әнхуй өлкисидики Шушән наһийиси) ниң тәптишбеги болған. Кейин Җиңҗу аймиқи (Хунән өлкисидики Җиңшйән наһийиси) ға йөткилип берип дарғачи болған. У нурғун билимләрни игиләп йазған «териқчилиқ-пиличилик асаслири» дегән әсири ай, пәсилләр бойичә түрләргә бөлүнүп аддий, чүшүнүшлүк түзүлгән. Бу әсәр буниңдин бурун йезилған «деһқанчилиқ, тоқумичилиқ мәҗмуәси», «диһқанчилиқ дәстури» дигән әсәрлири билән қошулуп йүән дәвридики үч парчә деһқанчилиқ илмиға даир мәшһур әсәр һесаблиниду.

***

Tömür Tüwrük

Lu Mingshen ( Tömür Tüwrük ) 13-esirning axiri, 14-esirning bashlirida Yüen sulalisi dewride ötken yéza igilik alimi. U «yéza igilik bilimliridin asaslar» dégen kitabni yézip, uyghur diyari we ichki ölkilerdiki déhqanchiliq enenisini örnek qilip, shu dewrning yéza igilik éhtiyaji üchün paydiliq nurghun körsetmini otturigha qoyghan. Kitabtiki ziraet türliri, méwe türliri, otyash türliri, dora ösümlükliri, hesel herisi béqish, öy haywanliri béqish, pilichilik, hawarayi, su inshaatlirigha dair téxnikiliq meslihetler öz dewrige nisbeten ilghar idi. Aptor yene uyghurlardin ichki ölkilerge kirgen béde, piyaz, sewze, zighir, anar, yangaq, purchaq, kéwez qatarliq ziraetler toghrisidimu alahide toxtalghan.(Abduqadir Jalalidin)

Lumingshen 鲁明善 Yüen dewridiki déhqanchiliq ilmining piri. (1271—1368)ismi Tömür Tüwrük. Atisi qarliq natash ölimalar mehkimisining pütükchi dorghabi we permanberdari. Ishikaghisi qatarliq menseplerde bolghan. Yuen sulalisining bashlirida, Lumingshen dadisi bilen bille Gherbiy yurttin Xanbaliq (hazirqi Béyjing) ge köchüp kélip, atisining namidiki *Lu* xétini famile qilip qollanghan. 1314-yili Lumingshen Shüchin aymiqi (hazirqi Enxuy ölkisidiki Shushen nahiyisi) ning teptishbégi bolghan. Kéyin Jingju aymiqi (Xunen ölkisidiki Jingshyen nahiyisi) gha yötkilip bérip darghachi bolghan. U nurghun bilimlerni igilep yazghan «tériqchiliq-pilichilik asasliri» dégen esiri ay, pesiller boyiche türlerge bölünüp addiy, chüshünüshlük tüzülgen. Bu eser buningdin burun yézilghan «déhqanchiliq, toqumichiliq mejmuesi», «dihqanchiliq desturi» digen eserliri bilen qoshulup yüen dewridiki üch parche déhqanchiliq ilmigha dair meshhur eser hésablinidu.

© http://www.kepu.net.cn/gb/civilization/nation/hundred/hun347.html