Ehmet_Ziyai

Әһмәд Зийаи

 

Уйғур йеқинқи заман әдәбийатиниң алдинқи вәкиллиридин бири болған вәтәнпәрвәр шаир, «Шәрқи Түркистан Ислам партийиси» ниң қурғучиси, талантлиқ драматорг, әдәбийатшунас Әһмәд Зийаи 1913- йили 4- айда Қәшқәр Йеңишәһәр наһийисиниң Қумуш Ериқ йезисида әйни дәвирдики атақлиқ мәрипәтпәрвәр өлима Моллахун һаҗим аилисидә дунйаға кәлгән.
Әһмәд Зийаиниң атиси Моллахун һаҗим Мәккә-Мәдинидә 12 йил илим тәһсил қилип кәлгән билимлик мудәррис, мәрипәтпәрвәр шаир болуп, аилисидә әрәб, парс, уйғур тиллиридики бир қанчә миң парчә китаб сақланған кутупханиси бар иди. Түркийә, Афғанистан, Иранда чиқидиған бир қисим гезитләргиму муштири болатти. Әһмәт Зийаи балилиқ-өсмүрлүк мәзгилини мана мушундақ йахши илим муһитида өткүзгән.
Оғулниң иккинчиси болған зерәк Әһмәд 1928- йилғичә акиси Муһәммәд Пәйзи билән бирликтә дадиси Моллахун һаҗимдин билим алған болуп, у кичикидин башлапла атисиниң китаблирини көрәтти, атиси билән шеир қошақлар тоғрулуқ параңлишатти. Атисиму униңға йоқири тәләп қойуп йахши тәрбийилигән иди. Әһмәд Зийаи 10 йешидин башлап шеир йезишқа киришкән. У 15 йашқа киргән вақитта «гүл вә булбул» исимлик дастанини Зийаи «нур» тәхәллуси билән тамамлап қол йазмисини хәлқ ичигә тарқатқан. Бу дастанни көргән шу чағдики әдипләр йаш Әһмәдкә йуқири баһа бәргән. У, бу дастанини 1935- йили қайта пишшиқлап Шәрқи Түркистан Ислам җумһурийитиниң «йеңи һайат» гезитидә елан қилдурған. Шу йили Әһмәд Зийаини «йеңи һайат» гезитиниң тәһрирлик хизмитигә тәклип қилған. Әһмәт Зийаи 22 йешида мәзкур гезитниң тәһрири болған.
Қутлуқ һаҗи Шәвқи (1876- 1937) ниң мәсул муһәррирликидә чиқидиған «йеңи һайат» гезити пүтүн Шәрқи Түркистанға вә Оттура Асийаға тарқилатти. Бу гезит җаһаләт, вә наданлиққа қарши туруп мустәқил Шәрқи Түркистан дөлитиниң ғайисини тәшвиқ қилғачқа, Шәрқи Түркистан хәлқини ойғитиш вә йетәкләштә ғайәт зор рол ойниған иди.

…..

Йеңи һайат гезитиниң нами 1937- йили Қутлуқ һаҗи Шәвқи шеһит қилинғандин кейин аталмиш «Қәшқәр- шинҗаң гезити» гә өзгәртилгән. Гезит үстидики тәқиб барғансери күчәйгән. У йилларда зийанкәшликләр ашкарә елип бериливатқан болсиму Әһмәт Зийаи гезитчилиқни қәтий тохтитип қоймиған. У 1943- йилиғичә мәзкур гезитниң муһәррир һәм баш муһәррири болуп ишлигән. У мушу мәзгилләрдә «пидакарлиқ медали», «турмуш сазиниң бузуқ пәрдиси» намлиқ дастанларни йезип елан қилған. «уйғур хәлқ еғиз әдәбийатиниң хисләт вә сәнәт үнчилири» қатарлиқ илмий мақалилирини, «йаш ғунчиларға йардәм» дегән омумий мавзу астида бир қисим муһакимә мақалилирини вә әдәбий обзорларни йазған. «таң (қәнт) паҗиәси» намлиқ һекайини елан қилдурған. Булардин башқа өзи йазған йаки тәрҗимә қилған көплигән җәңгивар мақалилар арқилиқ хәлқни наданлиқтин ойғинишқа дәвәт қилған.

Әһмәд Зийаиниң гезитчилик саһәсидики нәтиҗилири вә хәлқ қәлбидики һөрмити ишғалчи хитай даириләрни сарасимгә селип қойған. 1943- йили Шең Шисәй өз қоли билән хәт йезип, уни Үрүмчигә елип келишкә буйруқ қилған. У шу йили 4- айда Үрүмчигә елип келинип, аталмиш «шинҗаң гезити» да муһәррирлик қилишқа орунлаштурулған. Әмма у гезитханида узун ишлийәлмигән. 1944- йили 4- айдики чоң тутқунда уму нәччә миңлиған уйғур зийалийлири қатарида тутқун қилинған. 1946- йили 5 — айда Шәрқи Түркистан җумһурийити һөкүмити билән милләтчи хитай (гоминдаң) арисида түзүлгән «11 маддилиқ битим» ниң роһи бойичә сийасий мәһбуслар омумйүзлүк қойуп берилгәнгә қәдәр 2 йилдин көпрәк түрмидә йатқан. У түрмидин чиққандин кейин Үрүмчидики йахши хизмәт орунлириға қизиқмай, Қәшқәргә қайтип кәлгән.

Әһмәд Зийаи Қәшқәргә қайтип кәлгән мәзгил Шәрқи Түркистан җумһурийити башқа районларни, җүмлидин Қәшқәрни милләтчи хитай идарә қиливатқан, милләтчи хитайниң хәлқ үстидики зулми күчәйгән, шундақла Шәрқи Түркистан җумһурийитиниң тәсири Қәшқәр тәрәпләргиму кеңәйгән, Ташқорған, Булуңкөлләрни Шәрқи Түркистан җумһурийити өз қолиға алған мәзгилләр иди. Шуңа таҗавузчи милләтчи хитай даирлири илғар кишиләргә, нопузлуқ адәмләргә болған тәқипни техиму күчәйткән иди. Мундақ буруқтурмилиқ муһитта йашашқа чидийалмиған Әһмәд Зийаи өзини бир мәзгил чәткә елиш үчүн сода карвини тәшкилләп, Ладахқа кигиз вә башқа турмуш бойумлири елип берип, у йәрдин алдинқи сәпкә йәткүзүлидиған аптомобил балунлирини Қәшқәргә тошуп келиш мәзмунидики сәпәргә атланған. У Ладах сәпиридин қайтип кәлгәндин кейин, йәни 1947- йилиниң бешида Қәшқәр валийси Абдукеримхан Мәхсум (1870-1955) ниң тәшәббуси билән аталмиш «Қәшқәр шинҗаң гезити» ниң баш муһәррири болуп ишлигән. Әмма, бу гезитниң уйғур хәлқиниң арзу-истәк, дәрд-әләм вә ғайилирини елан қилип Шәрқи Түркистан хәлқиниң ойғинишиға сәвәб болушидин қорққан ишғалчи хитай узаққа бармай бу гезитни тохтитивәткән. Шуниң билән Әһмәт Зийаи, Абдукеримхан Мәхсумниң қоллиши арқисида «йеңи һайат гезити» ни нәшир қилған. У бу гезитниң мәсуллиқини 1952- йилиғичә өтигән. Әһмәт Зийаи шу йилларда «тозимас чечәкләр» намлиқ әдәбий әсәрләр топлими,«виҗдан вә муһакимә» намлиқ поблистик әсири вә «Ладах йолида карван» намлиқ сайаһәт хатирисини бирла вақитта нәшир қилдуруп, әдәбийат саһәсидә наһайити күчлүк тәсир қозғиған.
1948-йили Қәшқәрдики тәсири чоң бу әдиб Йеңишәһәр наһийисиниң 21 йашлиқ һакими Абдурахман Тохти һаҗи билән бирликтә милләтчи хитайниң Нәнҗиң қурултийиға Шәрқи Түркистан вәкили болуп қатнашқан. Җйаң Җйеши (1887-1975), Суң Мейлиң 1927-1975) лар Әһмәт Зийаи қатарлиқ вәкилләргә шәхси зийапәт берип күтүвалған. У Нәнҗиңдин қайтип кәлгәндин кейин изчил түрдә гезитчилик ишлири билән шуғулланған.

…..

Әһмәд Зийаи 1968- йили Аблиз Мәхсум (1899-1982) қатарлиқ сәпдашлири билән «Шәрқи Түркистан ислам партийиси» исимлик бир сийаси партийә қуруп бу партийиниң рәһбәрлик хизмитини өз үстигә алиду. Кийин Муһәммәтимин Иминоп (1915-1970) ниң рәһбәрликидики «Шәрқи Түркистан хәлқ инқилаби партийиси» билән бирлишип, бу партийиниң тәркибидә даимий һәйәт әзаси болуп, қораллиқ қозғилаңға актип тәййарлиқ қилиду.
Бу партийә, ишәнгән Совет иттипақиниң сатқинлиқ қилиши билән 1969- йили 6- айда паш болуп, барлиқ әзалири тутқун қилиниду. Бу вақитта Әһмәд Зийаиму қолға елинип, 1970- йили 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинип Пәйло мәйданиға әвәтилиду. У түрмидә ишлийәлмәй башқа җинайәтчиләрниң бесимиға учрап наһайити көп харлиниду. Бу вақитта аталмиш уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийиси Йүсүп Хас Һаҗипниң «Қутадғубилик» вә Мәһмуд Қәшқириниң «Түрки тиллар дивани» намлиқ әсәрлирини йеңидин нәшир қилиш үчүн 1980- йили Әһмәт Зийаини түрмидин арийәт елип, Үрүмчигә йөткәп елип келиду. Әһмәт Зийаи шуниңдин кейин илми тәтқиқат хизмитини йеңидин башлайду вә бу икки китабниң һазирқи заман йәшмисиниң ишлинип нәширдин чиқишиға зор төһпә қошиду.
Әһмәт Зийаиниң җаза муддити Үрүмчи пәнләр академийисидә тамамлиниду. Бу җәрйанда униң нурғун әсәрлири йоқап кетиду. Әһмәд Зийаи 60 йилдин артуқ иҗадийәт һайатида асаслиқи шеирийәт вә илмий тәтқиқат әмгики билән шуғуллинип, уйғур әдәбийатиниң тәрәққийати үчүн көрүнәрлик төһпиләрни қошқан. Бүгүнки күндә уйғур классик әдәбийати тәтқиқатини җүмлидин «Қутадғу билик» тәтқиқатини Әһмәд Зийаийсиз тәсәввур қилиш мумкин әмәс. У ашу йилларда «Рабийә-Сәидин», «Илмий абидилиримизниң қурғучилири Йүсүп вә Мәһмуд» қатарлиқ надир дастанларни иҗад қилған.
…..
Әһмәд Зийаиниң сақлинип қалған бир қисим әсәрлири тувәндикичә:

Әсәрлири

Әдәбий әсәрлири
«Гүл вә булбул» (дастан) 15 йешида парс тилида йазған.
«Қара күнләр, нурлуқ һайат» (драма) 1938- йили йезилған.
«Хаин Ваң Җиңвей» (драма) 1938- йили йезилип ойналған.
«Рабиә-Сәидин» (опера) 1943- йили йезилип ойналған.
«Тозимас чечәкләр» (шеирлар топлими) 1947- йили‹‹Қәшқәр гезити›› мәтбәәсидә бесилған, 1963- йили йәнә Мисирда әйнән нәшр қилинған.
«Ладах йолида карван» (сайаһәт хатириси) 1947- йили «Қәшқәр гезити» мәтбәәсидә бесилған. Шу мәзгилләрдә хитай, инглиз, рус, орду тиллириға тәрҗимә қилинған.
«Рабиә-Сәидин» (шеирий роман). 1985- йили милләтләр нәшрийати нәшри.
«Әһмәд Зийаи әсәрлири» (шеирлар, сәһнә әсәрлири вә мақалиләр топлими). 1987- йили хәлқ нәшрийати нәшри.
«Илмий абидилиримиз иҗадчилири-Йүсүп вә Мәһмут» (тарихий дастан) хәлқ нәшрийати тәрипидин нәшр қилиниш алдида икән.
«Төт өлүп, бир тирилиш» (роман) йезилишни башлиған болсиму тамамланмай қалған.

Илмий тәтқиқат мақалилири

«Мәдәнийәт вә йеңи қурулуш»: «Шинҗаң гезити» 1943- йил 15- феврал сани.
«Йаш йазғучиларға йардәм» (Шинҗаң гезити) 1943- йил нойабирдики һәр қайси санлири.
«Уйғур хәлқ әдәбийатида болған хисләт вә сәнәт үнчилири» (Шинҗаң гезити) 1954- йил 13- май сани.
«Виҗдан вә муһакимә» (поблистик әсәр): 1947- йили (Қәшқәр гезити) мәтбәәсидә бесилған.
«Уйғур классик әдәбийатиниң тәрәққийат еқими вә униңдин өгүнидиғанлиримиз» (Шинҗаң гезити) 1957- йил 31- май сани.
«Классик әдәбийатимизниң қәдимийлики вә униң чәт тилларниң тәсиригә учраш җәрйани» (булақ) мәҗмуәси 1984- йил 11- сан.
«Қутадғубилик кимниң вә униң тили қайси тил» (Қәшқәр педагогика институти илмий журнили) 1987- йил 1- сан.

Нәшргә тәййарлиған классик әсәрләр

«Рабийә-Сәидин» (Шинҗаң әдәбийат- сәнити) 1957- йил 6- сан.
«Зәпәрнамә» (Шинҗаң әдәбийат- сәнити) 1957- йил 7- 8- 9- сани.
«Қутадғубилик» башқилар билән бирликтә тәййарлиған. 1984- йили милләтләр нәшрийати.
«Ғазат дәр мүлки чин» Җүнәйд Бәкри? Билән бирликтә нәширгә тәййарлиған.
Тәрҗимә әсәрлири
«Рәвзә туссафа» (достлар гүлистани) парсчидин тәрҗимә қилған.
«Ислам пәлсәпә тарихи» түркчидин тәрҗимә қилған.
«Қутадғубилик индекиси» түркчидин тәрҗимә қилған.
«Қутадғубилик үнчилири» түркчидин тәрҗимә қилған.
«Бүйүк һун импираторлиқи тарихи» түркчидин тәрҗимә қилған.
«Тарихий Рәшиди» парсчидин тәрҗимә қилған.
Қатарлиқ нурғунлиған әсәрлири бар.

Йуқириқи тәрҗимә қилинған әсәрләрниң тәрҗимиси 1970-1980- йиллар арилиқида ишләнгән болсиму, ишғалчи хитайлар нәшир қилишқа йол қоймиғанлиқтин, аталмиш аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийисидики тәтқиқатчилар ички қисимда пайдилинип кәлмәктә.
Уйғур әдәбийатиниң бүгүнки замандики иҗадийәтлири һәққидә тохтилишқа тоғра кәлсә, Әһмәд Зийаиниң «Рабийә-Сәидин дастани» ни алаһидә тилға елишқа әрзийду.
Әһмәд Зийаи 51 баб, 13 миң 486 мисралиқ бу дастанни Абдуреһим Низари (1776-1848) ни устаз тутуп, униң «Рабийә-Сәидин дастани» ни үлгә қилип йазған болсиму, лекин йеңи иҗадий йол тутуп, бу дастанни бир пәллә йуқири көтүрүп, персонажларни көпәйтип Қәшқәрдә өткән тарихий шәхс, даңлиқ қәләм саһиблирини әсләп һәзрәт сәйлиси, һәзрити султаним сәйлиси, сепил һашири, сепил соқуш вәқәлирини қошуп байан қилип, Абдуреһим Низари дастанидинму мол-мәзмунлуқ, мукәммәл қилип йезип чиққан. Әһмәд Зийаиниң бу операси уйғур әдәбийатида мәйданға кәлгән әң дәсләпки операларниң бири болуп, пәқәт операларнила тилға алидиған болсақ, Лутпулла Мутәллип (1922-1945) «Таһир-Зөһрә» операсини, Нимшеһит (1906-1972) «Ләйли-Мәҗнун» операсини, Әһмәд Зийаи болса «Рабийә-Сәидин» операсини йазған. Униң бу операсиниң сәвийси алаһидә үстүн болуп, шу йиллардики опера иҗадийитидә алаһидә орун тутиду.
Әһмәд Зийаи операсиниң йәнә бир қиммәтлик тәрипи шуки, шаир Абдуреһим Низари вә униң «Рабийә-Сәидин» намлиқ дастани һәққидә учур берип, бу әдибни вә униң йиганә әсири «Рабийә-Сәидин» ни илим дунйасиға тонутқан.

…..

Әһмәд Зийаи әдәбий һайатиниң әң гүлләнгән икки алтун дәври болған. Буниң бири 20- әсирниң 40- йиллири, йәнә бири 20- әсирниң 80- йиллири иди.
Әһмәд Зийаиниң әдәбий иҗадийити гәрчә 20- әсирниң 20- йиллирида башланған болсиму пәқәт 40- йилларға кәлгәндила андин һәқиқий гүллиниш вә пишип йетилиш дәвригә қәдәм қойиду. У әдәбий иҗадийәт ишлири үчүн йүрәк қенини сәрп қилип, наһайити үнүмлүк ишләп, өз иҗадийитидила әмәс бәлки уйғур һазирқи заман әдәбийат тарихидиму муһим орун тутидиған бир мунчә мунәввәр әсәрләрни иҗад қилған. Униң бу мәзгилдики иҗадийитиниң диққәткә сазавәр бир тәрипи шуки, у әдәбийатниң һәммә жанир шәклидә дегүдәк әсәр йезип, өзиниң көп тәрәплимилик иқтидарини намайан қилған. Шундақла, һазирқи заман уйғур әдәбийатини жанир- шәкил җәһәттин бейитишқиму көрүнәрлик һәссә қошқан. 40- йилларда Әһмәд Зийаи шеирийәт иҗадийитини асас қилип: «йурт, әл үчүн», «ахтуруп йүрдүм мәһбубни», «һәйрәт ичидә», «қени таңниң нәсими», «җаһан ләнгәр», «гүл тола гүллүктә, әмма», «йаз келур» қатарлиқ бир түркүм есил лирикиларни йазған. Әһмәд Зийаи йазған бу шеирлар өзиниң идийви мәзмун җәһәттики чоңқурлуқи, бәдиийлик җәһәттики үстүнлүки, җүмлидин услуб җәһәттики нәпислики билән шу дәврләрдики лирик шеирийәтниң йуқири пәллисини йаратқан.

Йурт-әл үчүн тартқан әләмни,
Шаһлиқ тәхтигә қийас әткүлүк.
Хәлқ йолидики бир минут қайғу,
Миң йиллиқ раһәт үчүн йәткүлүк.

Түлкилик қилип һайат сүргичә,
Ширанә сөвләт билән өлгүлүк.
Әлниң бәхтини көзләп әй Зийа,
Йиғлиса йиғлап күлсә күлгүлүк…

Мана бу, һайатиниң 20 йилдин көп қисми хитай зинданлирида азаб ичидә өткән шаирниң бизгә қалдурған йүрәк сөзи.
Барлиқини илимгә вә иҗадийәткә беғишлиған вәтәнпәрвәр даңлиқ алим, «Шәрқи Түркистан Ислам партийиси» ниң қурғучиси, мәрһум Әһмәд Зийаи қиммәтлик әсәрлирини хәлқимизгә мирас қалдуруп, 1989- йили 10- айниң 27- күни 76 йешида Үрүмчидә кесәллик сәвәби билән аләмдин өткән.
….
menbe: https://www.facebook.com/memettursun.uygur/posts/3553618851318016