Алтун Һәйкәл

Миллий маарип – кимлигимизниң асаси
Шеирлар
19 Май, 2022
Алтун һәйкәл

Арупҗан ҖУМАХУНОВ

(Поэма)

(Атақлиқ инглиз тарихчиси вә археологи Жеймс Черчвард хатирисигә)

Алтунниң қәдрини билгәндәк зәргар,
Черчвард қәдрини биләр уйғурлар.
Бу улуқ инсанға Алла яр болса,
Алтундин һәйкилин қояр арзум бар.

***
Билгәчкә мән өзәмниң кимлигимни,
Йоқатмай жүргүм келәр излиримни.
Аләмгә аян болсун дәп издидим,
Нәччә миң жиллиқ чоңқур йилтизимни.

Мән мошу арминимға йәттим бүгүн,
Йәткәчкә бәк сөйүнүп кәттим бүгүн.
Миннәтдар болуп улуқ тарихчиға,
Қәлбимниң сирин изһар әттим бүгүн.

Тарих у, узақ өтмүш тилсим булақ,
Бир нида келәр аңа салсаң қулақ.
Көңүлни бөлсәң әқли-зеһниң билән,
Ким өзәң? Әҗдадиң ким? Берәр савақ.

Арқиға айланғанда тарих чеқи,
Көрүнәр ашкарә боп һәммә йеқи.
Вақирап җар салимән, аңла, дуния!
Мән әмәс чоң чинарниң ғодур шехи.
Билсиму дуния әһли миллитимни,
Миллитим макан әткән жут – илимни.
Райимни қайтурғандәк чәткә қеқип,
Бәзиләр қояр кир қип пак дилимни.

Һә, улар инсапниму билмигәнләр,
Инсапқа қилчә көңүл бөлмигәнләр.
Махтинар мәз болушуп бәш миң жиллиқ,
Тарихниң бешида биз бар дегәнләр.

Улардин рәнҗишкиму болмайду һеч,
Бәрибир дилиға инсап қонмайду һеч.
Мәйлила, немә десә-десун бирақ,
Һәқиқәт егилсиму сунмайду һеч.

Һәқиқәт егилсиму сунмайдудә,
Етәктә айни торап болмайдудә.
Чиқиду тешип бир күн миқ йол тепип,
Йошурунуп қап ичидә турмайдудә.

Черчвард у тарихчи һәм археолог,
Әллик жил әмгәк-әҗри қилди улуқ.
Арилап йәр шариниң һәммә йерин,
Ахири мәхситигә йәтти толуқ.

…Қәләмгә қилип һөкүм-ярлиғини,
Йезипту алим уйғур тарихини.
Тәң көрүп уни улуқ китапларға,
Муқәддәс билдим һәр бап-вариғини.

Тонуштум һәр варақ, һәр қури билән,
Йоруди қәлбим зия-нури билән.
Тарихни бойлап чиқтим мән сәпәргә,
Алимниң қутлуқ изи-йоли билән…

..Хәвәрдар болдум инсан-роһ һәққидә,
Апиридә болған зимин «Му»1 һәққидә.
Вижданим буйруп қолға қәләм алдим,
Язай мән баян әйләп шу һәққидә.
***
– Тинич муһит көксидә моҗут болған,
«Му» екән ана вәтән-гөзәл макан.
Тәсәввур қилғандинму алқип нери,
Йәтмиш миң жилдин бери яшнап турған.

Яшиған қуруқлуқта он қәбилә.
Һәммиси иҗил-инақ бир аилә.
«Ра-му»2 һәм «Койи-или»3 йә болмиса,
Аталған екән «Қуяш империя».

Ақ тәнлик, қоңур тәнлик, қара тәнлик,
(Бирликни қәдир тутуш у бир әрлик).
Инақлиқ билән әмгәк-әҗри қилип,
Бу йәргә беғишлапту чин гөзәллик.

Һәҗәпму гөзәл екән бу қуруқлуқ,
Ерән бағ-җәннәт өзи һеч йәрдә йоқ.
Зиминни гүлләндүрүп он қәбилә,
Хатирҗәм өмүр сүрәр паравән-тоқ.

Кәң таша, йешил дала, мунбәт зимин,
Тәбиәт гөзәлликтин алар демин.
Әң алий басқучида һаятлиқниң,
Адәмзат кәйпияти тапқан имин.

Дәриялар ақар екән долқун йерип,
Орманлар яшнар екән қәддин керип.
Нелүпәр гүлзарлиғи күлүп бақар,
Һөснигә һөсүн қошуп зенәт берип.

Болсиму қәбилиләр башқа-башқа,
Сәҗдини қилар екән бир қуяшқа.
Һәттаки өзги әлләр баш қояркән,
Мустәһкәм, ирадилик әл болғачқа.

Рәмзлик «Ра-му» дегән нами болуп,
Намиға һәмдәм улуқ шаһи болуп.
Атмиш төрт миллион хәлиқ қудрәт тапқан,
Жирақ-йеқин әлләргә һамий болуп.

Башланған шу зиминда тарихимиз,
Һәрбир бап, һәрбир қур, вариғимиз.
Яшиған екән инақ әлгә баш боп,
Уюшқақ «уйғур» дегән әҗдадимиз.

Тарихтин учур берип салғач әскә,
Боламду мениң үчүн сөйүнмәскә.
Уйғурлар дегән иллиқ сөзни аңлап,
Сөйүнүп бөкни елип аттим көккә…

Яшашниң йоллирини улар билгән,
Әқилгә мөҗүзиләр қул боп көнгән.
Тилсим йоқ сири мутлақ ечилмиған,
Әҗдадим әйнә шундақ дәвран сүргән.

Һәттаки наданлиққа қилип һуҗум,
Билимдин қанатлинип болған учум.
Шулардин ялдама боп қалған һәтта,
Каинат сирин ачқан илми-ноҗум4.

Илим-пән раса гүлләп һәғдадиға,
Йәткәндә, тәғдир көнмәстин райиға.
Йоқалди бу зиминда бар мәвҗудат,
Мирас қип қалдуралмай әвладиға.

Ғайиптин туюқсиздин апәт келип,
Зиминни титиритипту дәһшәт селип.
Янар тағ етип магма-лавалирин,
Йәр чөкүп муһит сүйи кәпту тешип.

Жутупту «Муни» муһит бир кечидә,
Мәвҗудат йоқ бопту су-от ичидә.
Пасха һәм маргиз, гелбирт5 сақлап қапту
Биразла һаятлиқни өз илкидә…

Апәттин сақ қалғанлар қәлбидә дәрт,
Бу – дәһшәт, бу – матанәт бу – қабаһәт.
Сақаймас яра болуп жиллар сири,
Бу зулмәт унтулмайду әбәт-әбәт…

Араллар турар мискин ғәм йегәндәк,
Муңлинип өтмүшини әслигәндәк.
Муһитқа ләнәт оқар сүкүт билән,
Һәммигә гува боп «биз бар» дегәндәк.

Һәйран мән! Мону тилсиз мудһиш муһит,
Атилип кәпту йәнә «Тинич муһит».
Башқичә атар едим мән намини,
«Тинич муһит» әмәс, у – «қан ич муһит».

***
…Аридин он икки миң жил өтүпту,
Унтулуп вақиәләр һәм жүтүпту.
Бирақта нурғун дәлил айдәк ениқ,
Гува боп дәвримизгә кеп йетипту.

«Тируан вәсиқиси»6 қилған баян,
«Кордекс қамусиму»7 болди аян.
«Лехаса салнамиси»8 гува болуп,
Бизниң бу заманғиму кәпту аман.

«Уч қалку» һәм «Ушмалда»9 һелиму бар,
Әслимә қип орнатқан чоң ядикар.
Рәмзләр қатар-қатар нәқиш болған,
Қуруқлуқ «Му» тәғдирин қилип изһар.

Һә, шундақ «Му» қуруқлуқ жүткән екән,
Ғәриқ боп суға мәңгү чөккән екән.
Қиямәт-қайимниң бу дәһшәтлири,
Уйғурлар бешидинму өткән екән…
***
Азия – йәр шарида чоң қуруқлуқ,
Бепаян дунияда һеч тәңдиши йоқ.
Қурулуп «улуқ Уйғур империя»,
Жүргүзгән бу зиминда һөкүм-һоқуқ.
Бир заман хәлқи аман гүлләнгән жут,
Бешиға қонған бәхит бәрикәт-қут.
Һами боп «Ра-му» қуяш империя,
Мустәһкәм йәргә тирәп турғанди пут.

Күч тапқан, қудрәт тапқан бу улуқ әл,
(Ойлиған ким бар келәр апәтни дәл).
Туюқсиз кәлгән бала топан сүйи,
Паҗиә билән қилди тәғдирин һәл.

Зиминға апәт-бала келип тарап,
Уйғурум ели йәнә болди харап.
Тутупту тәбиәтниң вәһшилиги,
Райиға инсанларниң турмай қарап.

Һели бар бу ривайәт әл ядида,
Топан су һаятлиқтин қилған җуда.
Миллитим тәғдиригә кишән селип,
Неманчә рәһимсизлик қилдиң, Худа!

Империя жүриги болған шәһәр,
«Хара-хота» әл тириги болған шәһәр.
«Му» билән биллә яшап, биллә гүлләп,
Бешиға бәхит қуши қонған шәһәр.

Йошуруп өз қойниға гөби чөли,
Хара-хотани жутуп ятар һели.
Йоқилип улуқ Уйғур империяси,
Сәккиз миң жил өтүпту шундин бери.

Шунчилик соруқчилиқ тартип хәлқим,
Йоқалмай йәнә өзин бар қип хәлқим.
Қәйәрдә болса мәғрур яшаптекән,
Карванға өзини баш-нар қип хәлқим.

Апәттин аман-есән қалғанлири,
Европа екән силҗип барған йери.
Бөлүнүп кәткән билән башқа-башқа,
Екәнғу әҗдадимниң әвлатлири.

Чүшмигән йәр йоқ екән уйғур изи,
Уйғурға аян екән дуния йүзи.
Икки миң бәш йүз парчә сир сақлиған,
Муқәддәс таш пүтүкләр гува өзи10.

Таш пүтүк у ташларға йезилған хәт,
Ташларға нәқиш болуп тизилған хәт.
Рәмзлик ипадидә қатар-қатар,
Тумар боп, жил көксигә есилған хәт.

Таш пүтүк инсанларниң дил нидаси,
Ичидә уйғурниңму бар авази.
Шунчилик қиммәтки у тәвәррүк таш,
Чүшәнсәң бәлки униң йоқ баһаси.

Бабилон, Һинд, Мисир, Нил бойида,
Йокатан, Кәшмир, Һәбәш, Амазонда.
Бар екән томурдики қанлири бир,
Миллитим әвлатлири шу таманда.

Тенимгә патмай орғуп хуш шатлиғим,
Шатлиғим билән кәлди тағ атлиғим.
Сәвәвин билмәк болсаң пүтүн дуния,
Әһлигә йоқ екәнғу һеч ятлиғим.

Әслидә бу хуш хәвәр қәдрин билмәй,
Мүмкинму жүрсә уйғур дилдин күлмәй.
Тарихтин учур кәлсә ғәпләттә қеп,
Уятқу аңа жүрүш көңүл бөлмәй.

Бар екән, билип туруп билмигәнләр,
Көзлири очуқ, бирақ көрмигәнләр.
Милләтни қәстән айрип парчилашта,
Ағзиға немә кәлсә җөлигәнләр.

«Тарихта өткән уйғур улар башқа»,
Дәп бири йол берипту билҗирашқа.
Ей, Алла! Мән тиләймән ундақларниң,
Тилини кесип, бешин урғин ташқа.

Булақниң ечилғандәк тиниқ көзи,
Дәвримгә кәпту йетип учур-изи.
Черчвард улуқ инсан хасийитидин,
Уйғурлар үчүн бу чоң инъам өзи.

Аллаға сиғинимиз қип ибадәт,
Ибадәт әһлиниңғу орни җәннәт.
Ей, Худа! Мени җәннәт әһли десәң,
Орнумға шу инсанни қил мәрһәмәт.

Муқәддәс таш пүтүк һәм тарих тилин,
Билгәч у бар мәхпийәт төкти сирин.
Қилдиғу аян жирақ әҗдадимниң,
Аләмгә тарап өмүр сүргән йерин.

Парлиди бир һәқиқәт маңа күн боп,
Бөләйли көңүл хәлқим аңа өм боп.
Черчвард жүригидин кәлгән нида,
Аңланди «әҗәм» охшаш ширин үн боп.

Уюшқақ уйғур екән әҗдадимиз,
Шу улуқ намни сақлаш вижданимиз.
«Ат изини тай басиду», дегән сөз бар,
Йоқатмас қутлуқ изни әвладимиз.

Қудуқни колиди у жиңнә билән,
(Жүрәккә яқти мөлдүр сүйи билән).
Чүшкәндә хам талашқа шан-шөһритим,
Ғәпләттин ачтим дәрһал көзүмни мән.

Көтирип көккә уйғур хислитини,
Көрсәткәч миллитимгә һиммитимни.
Қәбригә дәстә-дәстә гүлләр қоюп,
Болғини қилалисам һөрмитини…

***
(Тарихим җанән чинә пачақ-пачақ,
Чеқилип, чечилғини болди нәвақ).
Орниға кәлтүрүштә, ей, уйғурум,
Зеһниңни қоюп сәнму ойлинип бақ.

1 – тинич муһитқа чөкүп кәткән қуруқлуқ, инсанийәт төрәлгән зимин, ана йәр.
2-3 – Ра-қуяш рәмзи. Ра-му – қуяш империяси яки «Куи-или» дәп атилиду.
4 – илми нуҗум – астрономия каинат илими.
5 – «Муниң» тинич муһитқа чөкмәй қалған парчилири, кичик-кичик араллар.
6-7 – «Му» қуруқлуғиниң тәғдирини баян қилған кәдимки маяларниң китави.
8 – Тибәт бутханисидин тепилған тарихий һөҗҗәт.
9 – Уч калкудики (Мекиска) пирамида ядикарлиғи. Ушмалдики (Йокатан) бутхана ядикарлиғи.
10 – таш пүтүкләр, ташқа оюп йезилған тарихий һөҗҗәтләрниң үзүндилири.

E-mail

УЙҒУР АВАЗИ

© 2010-2020 Copyright. Kazgazeta.kz.