Psixologiyalik urush heqqide néme bilimiz?-USYda
Психологиялик уруш һәққидә немә билимиз?
Психологиялик мәғлубийәт – һәқиқий мәғлубийәт
Һәрбий мәхсәттики психикилиқ тәсир қилиш усуллири қедимки дәвирләрдин тартипла вуҗутқа кәлгән болсиму, амма заманивий психологиялик уруш ХХ әсирдила барлиққа кәлгән вә шәкилләнгән. Психологиялик уруш һәрбий уруш дәвридиму, тинич һаяттиму жүргүзилиду. Биринчи дуния урушидин кейин , дүшмәнгә болған физикилиқ тәсирниң интайин қиммәт тохтайдиғанлиғи айдиңлашти. Җисманий усулда қолға кәлтүрүлгән һәрбий ғәлибә адәм күчи вә техника, қурал-җабдуқ,үскүниләрниң, уруш жүргүзүлгән зиминниң (территорияниң) зиянға учриши бәдили һесавиға келиду. Һәтта тәҗавузчиниң өзи пән-техника тәрәққияти елип кәлгән заманивий қуралларни ишләткән һаләттиму, униң җисманий(һәрбийлириниң чиқими) яки маддий (һәрбий техника, ихтисадий)зиянға учраш еһтималлиғи жуқури болиду. Җисманий вә ихтисадий урушлар қарши тәрәпниң тәшкилләнгән қаршилиғини вә кишиләрниң роһий жәһәттә тәҗавузчиға қарши сәвийәниң йетилишини кәлтүрүп чиқиши мүмкүн. Бу болупму тәҗавузчи үчүн қиммәткә тохтап, җисманий вә ихтисадий зиянға елип келиду.
Җисманий урушта кишиләрниң һалак болушини , бәлгүлүк йерини тартқузуп қоюшни толуқ мәғлубийәт дегили болмайду .( Иккинчи дуния уруши дәвридә Кеңәш Иттипақиниң җәң мәйданидики дәсләпки оңушсизлиқлирини мисалға кәлтүрсәк болиду.) Инсанлар мәнивий дуниясида роһий тәслимичиликкә берилгән вақиттила рәқивиниң ғалибийәткә йетишигә имканийәт бериду. Демәк,кишиләр пәқәт психологиялик уруштила мәғлуп болиду. Бу униң психикисини өзгәртиш арқилиқ әмәлгә ашиду , шундақ болғанда у итаәтчан вә садиқ қулға айлиниду. Психологиялик уруш кәң көләмлик психика тәсири арқилиқ рәқибигә тәсир көрситип , дунияға болған көз -қаришини өзгәртиш вә өзлүгини йоқитиш , роһини сундуруш арқилиқ өз ихтияри билән тәслим болуш җәриянини башлайду.
Психологиялик уруш һәқиқәтәнму бу уруштин мәнпийәт издәйдиғанлар үчүн бир қәдәр бехәтәр болуп , қарши тәрәпниң бәдилигә йәни «гөшни өз йеғида қоруш» йөнилишидә елип берилиду. У әслигә кәлтүргили болмайдиған зиян кәлтүрүп чиқириду , чүнки дуния қариши, мәнивий принциплири бузулған кишиләр йеңи әвлатларни көпәйтиду , уларниң һәр бири алдинқи әвлатларға қариғанда сапасиз, роһсиз, өзлүк еңи ташқи тәсиргә оңай учрайдиған болиду.Әвлат алмашқансери, сапаму, қәдрийәтләрму өзгириду. Психологиялик уруш жүргүзгүчи нишанға елинғанларниң тени үчүн әмәс, уларниң аң-сәвийәси, тәпәккүри үчүн жәң елип бариду.
Психологиялик-әхбаратлиқ уруш
Кәң көләмлик психологиялик уруш қилиш иқтидари беваситә тәшвиқат-тәрғибат машинисиниң тәрәққият сәвийәсигә бағлиқ. Пәқәт 20-әсирниң башлиридила , әхбарат васитилири дуниядики барлиқ ихтисадий тәрәққий қилған дөләтләрниң күндилик турмушиниң кәң тарқалған вә интайин муһим элементиға айланди. Шуңлашқа әхбарат васитилириниң һәрбий мәхсәттә ишлитилиши муқәррәр еди. 90-жилларниң ахиридин башлап , қураллиқ күч ишләтмәй рәқивигә зәрбә бериштә әхбарат җеңиниң роли вә орни униң асасий җәһәттин йеңи типтики стратегиялик уруш екәнлигини испатлиди. Тәтқиқатчилар әхбарат урушиниң техникилиқ (әхбарат васитилирини кардин чиқириш вә һаказа)услублиридин бөләк инсан психикисиға , аң-сәвийәсигә әхбарат-учур арқилиқ тәсир көрситишни психологиялик урушниң бир көрүнүши ретидә қарап, психологиялик-әхбаратлиқ уруш дәп аташни тәвсийә қилиду. Заманимиздики психологиялик-әхбаратлиқ урушни дөләтләр бир-бири биләнла әмәс һәтта һакимийәт бешидикиләр һакимийәткә интилған айрим сәясий топлар билән һәм һөкүмәт тизгинини тутқанлар(диктаторлуқ әлләрдә) өз хәлқи билән жүргүзүши мүмкүн.
Мәзкүр психологиялик-әхбаратлиқ урушниң объекти болған дөләттә мәнпийәтдар күчләр тәрипидин төвәндики вәзийәтни йетилдүрүш мәхсәт қилиниду:
— мәнавийәт вә әхлақсизлиқ кәйпиятини яритиш , рәқибиниң мәдәнийәт мираслириға пассив, сәлбий көз-қараш шәкилләндүрүш,
— сәясий турақсизлиқ вә қалаймиқанчилиқни мәхсәт қилип , дөләт ичидики иҗтимаий топларниң аммивий аң-сәвийәсини вә сәясий йөнилишини назарәт қилиш
— зиддийәтни қозғаш , ишәнчисизлик , гуман қозғаш , сәясий вәзийәтни еғирлаштуруш , сәясий паалийәтчиләргә нисбәтән Һакимийәт тәрәптин қисимни күчәйтиш үчүн иғвалар уюштуруш , партияләр , җәмийәтләр вә һәрикәтләр оттурисидики сәясий мунасивәтни муқимсизлаштуруш,
— һөкүмәт вә башқуруш органлириниң әхбарат қоллиниш сәвийәсини төвәнлитиш мәхситидә , хата башқурушни кәлтүрүп чиқиш
— дөләт органлириниң хизмити тоғрисида хата әхбарат арқилиқ , уларниң һоқуқиға , аброй-инавитигә дәхил йәткүзүш , башқуруш органлирини камситиш ;
— иҗтимаий , сәясий , миллий вә диний тоқунушларни кәлтүрүп чиқиш,
— иш ташлаш , топилаң вә башқа намайишларни башлашқа зәмин яритиш,
— мәмурий органларниң муһим қарар чиқиришида қийинчилиқ туғдуруш,
— дөләтниң хәлиқарадики аброй-инавитигә , башқа дөләтләр билән болған һәмкарлиғиға бузғунчилиқ қилиш.
— дөләтниң сәясий , ихтисадий , мудапиә вә башқа саһалардики муһим мәнпийитигә зиян йәткүзүш
Үч дөләтниң психологиялик-әхбаратлиқ уруш мәктиви
Заманивий дуния башқичә болуп кәтти. Маарип вә мәдәнийәт сәвийәси көрүнәрлик өсти. Лекин инсанниң қоршиған муһитқа, вақиәләргә, әхбаратқа нисбәтән билдүридиған һис-туйғуси, эмоцианал һалити һәргиз өзгәргини йоқ.
Аң-сәвийә үчүн жүргүзилидиған стратегиялик уруш арқилиқ хам әшия вә базарниң мәнбәсини егиләш , ихтисадий риқабәтчилирини йоқитиш , мустәмликичи вә йерим мустәмликичи дөләтләрдики азатлиқ һәрикитини бастуруш , үчинчи дуния әллиридики дөләт мәнпийити бар ширкәтләрниң күчини сақлап қелиш үчүн сәясий «оюнларниң» елип бериливатқанлиғини һеч ким очуқ-ашкарә ейталмайду. Психологиялик урушниң қувлуқ-шумлуқлири бүгүнки күнгичә мәхпий рәвиштә әмәлгә ашурилиду. Психологиялик уруш һәр қандақ вақитта (мәйли һәрбий яки тинчлиқ дәвридә) вә һәр қандақ җайда , мәсилән уруш жүргүзүлүватқан сәптә вә қарши тәрәпниң арқа сепидә болиду.
Башта тәкитлигинимиздәк, Психологиялик уруш — психика алаһидилигини ( пикир , көз- қариши , кәйпияти , муддиа , мәвқә , һәрикәт йөнилишини, мүҗәз-хулқини) көзлигән йөнилишкә чүшүрүш үчүн, шундақла бәлгүлүк иҗтимаий топ яки бир хәлиқниң мәнивий қозуғини , аммивий кәйпиятини вә аммивий аң –сәвийәсини өзгәртиш үчүн елип берилиду.
21-әсирдә үч чоң дөләт дунияға һәрбий психологиядин ибарәт үч мәктәпни елип кәлгән болуп, һазирқи дуния сәһнисидә бу үч мәктәпниң, үч дөләтниң психологиялик-әхбаратлиқ урушлириниң ярқин көрүнүшлири өз әксини тапмақта.
1.Шәриқ мәктиви – Хитай Хәлиқ Җумһурийити
Мутәхәсисләрниң пикричә,бүгүнки күндә Хитай психологиялик-әхбаратлиқ урушниң қир-сирлирини мукәммәл өзләштүргән дөләтниң бири.Дөләт ичидила әмәс, ташқи дуниядиму психологиялик-әхбаратлиқ тәсир қилиш амиллирини өз мәнпийити үчүн оңушлуқ жүргүзиватқининиң бир көрүнүши ретидә мутәхәсисләр Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиға әза көплигән дөләтләр тәрипидин та мошу күнгичә Тәйвәнниң мустәқил дөләт ретидә етирап қилинмиғанлиғинини мисалға кәлтүриду.
2.Ғәрип мәктиви – АҚШ.
Въетнам урушидики психология вә әхбарат мәйданидики мәғлубийәттин кейин АҚШ бу саһаға алаһидә нәзәр ағдуруп, көплигән илмий тәтқиқатларни елип барди. НАТО билән бирликтә Югославиядики , 90-жиллардики Парс қолтуғидики, Авғанстандики уруш һәрикәтлиридә психологиялик-әхбаратлиқ уруш услублирини маһирлиқ билән пайдиланди. АҚШ вә Израил тәрипидин Ирақ, Сириядики тоқунушларда психологиялик-әхбаратлиқ урушқа алаһидә әһмийәт берилди. Иран биләнму мошу күнгичә психологиялик вә әхбаратлиқ җәһәттин уруш жүргүзмәктә.
3.Россия мәктиви.
Кеңәш Иттипақи дәвридә шәкилләнгән, дунияда алаһидә тәсир күчигә егә болған мәктәпниң вариси болған Россия психологиялик –әхбарат «оюнида» әң чоң «оюнчиларниң» бири һесаплиниду.
Чоң әвлатниң ядида болса керәк, «Соғ мунасивәтләр уруши» дәвридә Кеңәш Иттипақи билән Ғәрип әллири вә АҚШ арисида һәқиқий мәнидә психологиялик-әхбаратлиқ уруш жүргүзүлди.Социалистик лагерь билән капиталистик лагерь арисидики идеалогиялик уруш «социализмниң» һулини тиклигән қизил империяниң парчилиниши билән аяқлашти.
_Иккинчи дуния уруши дәвридә Германия иттипақдиши Япония билән хәлқиниң мәлум қисмини тәҗавузчилиқ қанлиқ урушқа психологиялик җәһәттин тәйярлашқа нәқ психологиялик қуралниң амиллирини пайдиланған.
Һазир пән-техника тәрәққияти инсанийәт психологиясигә ғоҗайинлиқ қилишни кәң көләмлик қирғучи атом-ядро қураллардинму алдинқи орунға чиқармақта. Инсанларниң психикисиға тәсир көрситидиған роһий күч вә энергия, әхбаратларни ишлитиш билән роһий вә әхлақий һалитигә өзгириш һасил қилиш бәдилигә көзлигән нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүш үчүн күрәш кетип бариду.
Психологиялик қурал
Психологиялик қуралниң әхбаратлиқ-психологиялик, психотронлуқ,психофизикилиқ, психотроплуқ, , сомато-психологиялик түрлири бар екән.
Бизгә яхши мәлум әхбаратлиқ-психологиялик түригә басмихана , мәтбә материаллири(китаплар, брошюрилар), аммивий әхбарат васитилири (телевидение,радио,гезит-журналлар), кино , интернет ресурслири(иҗтимаий таратқулар, форум вә чатлар, мәхсус сайтлар) киридекән. Әнди психотронлуқ түригә ятидиған компьютер технологияси (компьютер оюнлири вә виртуал реаллиқ) һәққидә бир-икки еғиз сөз.
Бүгүнки күндә компьютер техннологиясиниң психологиялик тәсир саһасидики әң жуқури нәтиҗиси виртуал реаллиқ болуп , у инсан психикисиниң техиму чоңқур қатламлириға бөсүп кирип , ишләткүчиниң еңини үнүмлүк назарәт қилалайдиған дәрижигә йәтти.
Компьютер оюнлири ойнаватқан адәмниң психикисида өзгиришләрни елип келиши мүмкүн. Бу оюнлар мәлум программа арқилиқ аңни бәлгүлүк йөнилишкә селиши мүмкүнлигини психологлар тәкитлимәктә. Бундақ оюнлардин кейин нурғун балилар роһий зәхмиләнмәктә.Мәсилән, һәр күни вақтиниң көп қисмини компьютерда қурал билән тирик нишанға оқ етип ойнайдиған бала үчүн инсан өлүми чоң паҗиә ретидә қаралмайдиғанлиғинини, шундақ компьютер оюнида тәрбийиләнгәнләрниң қолиға һәқиқий қурал чүшидиған болса, худди виртуал дунияда көргинини қайтилиши мүмкүнлиги һәққидә ейтилмақта. Виртуал дунияда тәрбийиләнгәнләр һәқиқий реал дунияниң қәдрийитини илға пәриқ қилалмаслиғи мүмкүн.
Бизниң күндилик һаятимизда интернет муһим орун егилигәндин кейин униң әвзәлликлири билән ховуп –хәтириму ениқ көрүнүшкә башлиди. Интернет урушлири ,униңда пайдилинидиған услублар өз алдиға бир мавзу болуп, бу һәқтә кәлгүсидә ейтилиду.
Сунцзы тәлимати
Миладидин илгәрки VI әсирдә яшиған хитай һәрбий командани Сунцзыниң кәспий тәшкилләнгән психологиялик урушни қандақ жүргүзүш һәққидә ейтқан көрсәтмилири бүгүнки күндиму пайдилинилмақта.
1.Рәқивиңизниң дөлитидики барлиқ яхшилиқларни мәһкүмликкә иштириң
- Рәқивиңизниң даңлиқ әрбаплирини җинаий ишларға қатнаштуруң.
- Дүшмән рәһбәрлигиниң аброй-инавитини чүшүрүш үчүн бузғунчилиқ жүргүзүп. , һаҗәт пәйттә көпчилик алдида рәсва қилиң.
- Бу мәхсәттә әң рәзил вә әң пәс кишиләр билән һәмкарлиқ орнитиң.
- Сизгә дүшмән болған дөләтниң пухралири арисида җедәл-маҗра вә тоқунушларни кәлтүрүп чиқириң.
- Яшларни яшанғанларға (чоңларға) қарши турушқа үндәң.
- Рәқивиңиз һөкүмитиниң хизмитигә барлиқ амаллар билән арилишиң.
- Барлиқ амаллар билән дүшмән әскәрлириниң нормал тәминлинишиниң алдини елип, улардики тәртипни бузуң.
- Дүшмән җәңчилириниң ирадисини мәзмунсиз нахша вә музыка билән бағлаң.
- Қарши тәрәпниң барлиқ әнъәнилирини қиммәтсизләндүрүп, уларниң илаһлириға болған ишәнчә -етиқатини аҗизлитиш үчүн қолдин келишичә тиришиң.
- Чирикликни вайиға йәткүзүш үчүн йеник мүҗәзлик аялларни әвәтиң.
- Әхбарат вә шерикләрни сетивелиш үчүн соғиларни , пул вә вәдиләрни айимаң , чүнки улар әла нәтиҗиләрни елип келиду.
Мәнивий аздуруш қуралиға айландуруш
Һәммә нәрсә-мәхсәт-муддиаға бағлинишлиқ болғачқа психологиялик қурални рәзил нийәттә қоллинидиған сәясий түзүм, сәясий күчләр,җинаий топлар болуши мүмкүн.
Психологиялик-әхбаратлиқ қуралниң тәсири қисқа яки узақ муддәткә мөлчәрләнгән болиду.
Қисқа муддәткә мөлчәрләнгән амиллар арқилиқ қисқа вақит ичидә өз мәнпийитигә маслишидиған нәтиҗигә йетиштур. Бу асасән һәр хил сайлам җәриянида сәясий технологлар тәрипидин пайдилиниду.
Узун муддәткә мөлчәрләнгән тәсирниң йөнилиши әвлат алмишиш қанунийитигә қаритилиду. Адәм-сәвийәгә, әқил-идрәккә егә йеганә мәхлуқ. Әждатлири сәвийә җәһәттин қанчә төвәнлигәнсири, әвлатлири шунчә аң җәһәттин аҗиз болиду. Сәвийәси муқум әмәс әвлат техиму сапасиз әвлатни дунияға елип келиду. Мана бу әң хәтәрлик йери.
Узақ муддәтлик психологиялик «җәң» төвәндики нуқтиларға мәркәзлишиду.
1.Тил.
Тарихтин мәлум болғинидәк, тоталитарлиқ түзүм һөкүм сүргән дөләтләрдә аз санлиқ хәлиқләрниң тили чоң тәһдитләргә учриди. Тилини йоқатқан милләт –йоқалған, тарих сәһнисидин чүшкән милләт.
- Мәдәнийәт
Мәдәний ядикарлиқлар вә миллий әнъәниләргә көрүнмәйдиған амил билән зәрбә бериш арқилиқ яш әвлат үчүн атқуридиған әһмийитини йоқитиш. Иптихарлиниш, мәғрурлиниш символиға айланған мәдәний ядикарлиқларниң ролини төвәнлитиш.
3.Тарих
Тарихий вақиәләрни бурмилаш арқилиқ хата чүшәнчә пәйда қилиш. Йеңи әвлат нәзәридә тарихий шәхсләр билән тарихий вақиәләрниң қәдир-қиммитини чүшүрүш. Тарихтики әйни орнини бәлгүләйдиған тарихий факт, дәлил-испатларни йоқ қилиш.
Миллий қәһриманлири билән миллий һәрикәтлиригә нисбәтән хата көз-қараш шәкилләндүрүш.
Бир язғучимизниң тәбири билән ейтқанда,«Ғалиплар тарихни мәғлупларниң дүмбисидә язиду.»
- Дин
90-жиллардин кейин Кеңәш Иттипақи тәркивидики җумһурийәтләр өз мустәқиллигини алғандин кейин «коммунизм чаңгилидин» қутулған ислам диниға аит ишлар башқичә түс алди. Етиқат әркинлиги билән кәлгән иҗабий ишлар билән бир қатарда динимизда түрлүк-түмән деструктив еқимлар пәйда болди. Ислам динини мутәхәсисләр адәмләрниң тил яки географиялик орунлишиши җәһәттики айримчилиғиға қаримай, бирләштүридиған, әдәп-әхлаққа чақиридиған, миллий кимлиги зәрбигә учриған милләтни ассимиляциядин сақлайдиған дин екәнлигини алаһидә тәкитлимәктә. Бирақ 21-әсирдә ислам дини психологиялик урушниң зәрбисигә учриди. Нәтиҗидә адәмләрни чөчүтидиған «Ислам тероризми» дегән уқум инсанийәт еңида һасил болди.
Милләтни милләт қилидиған тил, мәдәнийәт, тарих . Милләтниң тәрәққиятини тәминләйдиған сәясий муһит, мәлум тарихий шараитниң муһимлиғини яхши чүшинимиз. Оңушсизлиқларниң һәммисини сиртқи амилларға артип, ички амилларға көз жумувелишқа һәргиз болмайду.
Амма «миллий роһ чүшкүнлиги», «миллий ғурур йоқаватқанлиғи» һәққидә сөз қилғанда шу милләтниң тарихидики муһим басқучларниң иҗтимаий-сәясий көрүнүшигила әмәс вәзийәтниң, вақиәләрниң психологиялик тәсиригә көңүл бөлүшимиз керәк.
Рус язғучиси Л.Улицкая Октябрь инқилавидин кейин гражданлар уруши, 30-жиллардики тәқипләшләр, иккинчи дуния уруши әң бәқувәт, әқиллиқ, сәрхил әзимәтлириниң һаятини қийип, рус хәлқиниң генофондини аҗизлатқинини язиду. Униң тәкитлишичә, жәмийәтниң тәрбийә көргән , әң сәмимий , алийҗанап , талланған бөлиги большевик даирилири билән мурәссә қилишни халимиғини үчүн гражданлар урушида һалак болиду. «Коллективизация жиллири әң ишчан миллионлиған дехан һаятини елип кетиду. Һаяттин кәткәнләр билән биллә генму тәрк етиду.
Партияниң тәқипләшлири кимни тасқавәтти? Өз көз- қаришини қоғдашқа җүрәт қилалайдиғанлар билән мәнивий дуния егилирини, зиялиларни,оқутқучилар вә мәрипәтпәрвәрләрни системилиқ һалда йоқатти
Иккинчи дуния урушида һәрбий хизмәткә ярамсиз болуп қалғанлар билән қерилар, накаларла уруштин аман қелиш имканийитигә еришиду. Түрмә вә лагерьлардики әрләрниң көп қисми әвлат қалдуруш пурситидин мәһрум болиду.
Тәқипләшләр дәвридә қайси инсаний хисләтләр шәхскә яшаш пурситини яратти?
Әқилму? Талантму? Өзини қәдирләшму? Әхлақму? Яқ!
Бу хисләт егилири йә дөләттин кетип қалди , йә йоқ қилинди.
Яшашқа, аман қелишқа қандақ сүпәтләр төһпә қошти?
Еһтиятчанлиқ. Мунапиқлиқ, Әхлақсизлиқ. Өзигә болған ишәнчисизлик.
Умумән қилип ейтқанда , һәр қандақ ярқин инсаний хисләт адәмни көрүнәрлик қилип қойғачқа у дәрһал һуҗумға учриди. Әнди буниңға 90-жиллардики һарақкәшлик билән наркоманияни қошуң. Буниңдин Кеңәш адиминиң генофонд хәритисини көрәләймиз.
Өзини-өзи һалак қилиш қурали
Психологиялик қурал ярдими билән Һәқ билән наһәқчиликни айрийдиған тәпәккүрдин мәһрум қилип, пикир қалаймиқанчилиғини кәлтүрүп чиқиду.Бир-биригә болған гуманхорлуқни ,ишәнчисизликни күчәйтип, мәнивий езиқишни қанат яйдуриду.
Авғанстандики урушта мудҗахидларниң бир қураллиқ топи наһайити маһирлиқ билән уруш жүргүзүп, Кеңәш әскәрлиригә чоң чиқим йәткүзүпту. Бу отряд рәһбириниң уруш жүргүзүш тактикисини яхши өзләштүргәнлигидин екән. Қураллиқ топни йоқитиш үчүн жүргүзүлгән алаһидә һәрбий операцияләр һеч нәтижә бәрмәпту.Ахири психологиялик қурални пайдилинишқа тоғра кәпту. Отряд рәһбириниң Кеңәш дөләт бехәтәрлик комитети билән мунасивити барлиғи,шуниң үчүн отрядида көп чиқим болмайдиғанлиғи һәққидә ялған әхбарат тарқитилипту. Бу хәвәр чақмақ тезлигидә Кеңәш әскәрлиригә қарши урушиватқан барлиқ қураллиқ топларға йетипту.Аз өтмәй сәпдашлири униңға ишәнмәйдиған , муһим пәйтләрдә һәтта буйруғини орунлимайдиған болуп қапту. Қурал күчи билән йеңилмигән бу отряд ахири психологиялик қуралниң арқисида өз әрки билән тәслим болупту.
Тәқипләш жиллири НКВД тәрипидин илғар шәхсләргә,зиялиларға кийгүзүлгән «Җасус», «Шпион», «Хаин», «Агент» қалпақлири бүгүнму дуниядики психологиялик урушларда оңушлуқ пайдилинилмақта.
Тоталитарлиқ түзүм һөкүм сүргән дәвирдә һәрқандақ милләтниң илғар шәхслирини һәр түрлүк амал билән бир-биригә қарши әризә яздуруп, яки өзлири қолдин ясап, мәхсус тартмиларда сақлаттекән. Мувапиқ пәйттә идаригә чақирилған адәмгә «униң үстидин әризә чүшкәнлигини, кимниң язғанлиғини» аста сивирлап қояттекән. Нәтиҗидә әризә язди дәп ойлиған адәмгә өчмәнлиги қозғалған шәхс униң һәққидә билгән-ойлиғанлирини тизип ейтип берәттекән. Шуниң билән бир-биригә ишәнчисизлик, гуманхорлуқ техиму овҗ елип, бирликкә келиш мүмкүн әмәс иш болуп қалидекән.
Немигә диққәт бөлүшимиз керәк?
Адәм -тән вә аңдин туриду. Заманивий күрәш инсанийәтниң тени үчүн әмәс, аң-сәвийәси үчүн кетип бариду. Қуруқ тәнләргә һеч ким муһтаҗ әмәс. «Программиланған аңға» егә тәнләр программа «ғоҗайиниға» адил хизмәт қилиду.
Интернет — тәрәққиятниң бир көрүнүши болсиму, әң чоң тәшвиқат-тәрғибат қуралиға айлинип, хелә «баш ағриқлирини» елип кәлди. Кәлгүсидә «сүнъий әқил»(искусственный интеллект) қандақ «соғиларни» тәйярлап қойғинини һеч ким пәрәз қилалмайду.Интернет дәвриниң әвлатлири «сүнъий әқил» дәвриниң әвлатлирини дунияға елип келиду. Кәлгүсидә «Сүнъий әқил» инсан әқлини сәһнидин чүшүрүшкә тиришамду? Буни вақит көрситиду.
Ойлаш, анализ қилиш , һәр қандақ вәзийәттә тоғра йәкүн чиқириш иқтидариға егә адәм ташқи күчләрниң «оюнлириға» тақабил туралайду.
Һәр бир милләтниң өзигә хас миллий еңи бар болуп,у узун тарих тәрәққиятиниң мәһсули.
Миллий аң –нәзәрийәвий вә күндилик сәвийәдин туриду.Нәзәрийәвий сәвийә –милләтниң моҗут болуп туруши, тәрәққият стратегиясини бәлгүләйдиған идеявий көз-қарашни, йәни идеологияни өз ичигә алиду. Күндилик сәвийә- җәмийәт әзалириниң қизиқиши, еһтияҗи,һиссияти, кәйпияти вә күндилик мәнпийитини өз ичигә алиду.
Нәзәрийәвий сәвийәни йәни идеалогиясини бәлгүләлмигән милләт күндилик сәвийәниң башқуришида болиду . Күндилик сәвийә һәр қачан қоршиған иҗтимаий муһиттин бөләк ташқи күчләр тәсиригиму көп учрайду. Күндилик сәвийә һәр хил зиддийәт-тоқунушлардин тәркип тапқан.
«Биздә немишкә ички зиддийәтләр көп?» дегән соал көпчилигимизгә арам бәрмәйду. Күндилик сәвийәмизни йетәкләйдиған нәзәрийәвий сәвийәгә (идеалогияни) еришәлмигән вақитта, «турмуш бәлгүлигән аңниң » чәмбиридә қалимиз.
Җәмийәттә өзигә лайиқ орни бар шәхсниң тәсиригә учриған етиқатчилири яки униңдин «мәнпийәт тегип қаларму»дәп тама қилидиғанлар, өзлирини қәриздар һесаплайдиғанлар болиду. Шуңлашқа, җәмийәттә аброй-инавәткә, бәлгүлүк салмаққа егә шәхсләр зиддийитидә һәр бириниң қоллиғучилири, яқлиғучилири болғанлиқтин топлар, груһлар қариму-қаршилиғиға улишип кетиши мүмкүн. Әлвәттә, һәр қандақ мәнпийәтләр тоқунуши зиддийәтләргә елип келидиғинини яхши чүшинимиз. Шәхсләр арисидики деструктив тоқунуш төвәндики көрүнүшләрдә өз ипадисини тапиду:
1.Ой-пикир, көз-қараш, идея қариму-қаршилиғини ипадилигән адәмниң мәвқәсини хата, пәқәт өзиниң мәвқәсини дурус дәп қарап, иккинчи тәрәпни дүшмән ретидә қобул қилиш.
2.Иккинчи тәрәпниң артуқчилиғини етирап қилиш, тән елиш еңиниң камчил болуши
3.Умум мәнпийити үчүн һәмкарлишиш, иҗабий мунасивәтләргә интилиштин көрә, мунасивәтләрни бирә-тола үзүветиш арқилиқ өзиниң «әһмийәтликлигини» билдүрүп қоюш.
- Өз ара чүшәнмәсликниң тоғра йолини тепишқа интилиштин көрә, тоқунушта ғалип чиқишни әң муһим дәп билиш.
Инсанни асасән һис-туйғу, эмоция йетәкләйдикән. Шуңлашқа сағлам туйғу егиси болушқа тиришиш керәк. Хәлқимиздә ейтилидиған «соғ қанлиқ кишиләр» нәқ шу сағлам туйғу егилири. Сиз бир нәччә алий билим дәргаһиниң дипломиға егә болсиңизму, сағлам туйғу егиси болмисиңиз тоқунушларни кәлтүрүп чиқисиз.
Заманивий тәләппузда, «эмоционал әқилгә» (һис-туйғу параситигә) (эмоциональный интеллект) егә болғанлар тоғра йол тапалайду.
Психологиялик уруш мәзмунини бир мақалә даирисидә йорутуш әсла мүмкүн әмәс. Миң өлүп, миң тирилгән хәлиқләргә психологиялик урушниң елип кәлгән ақивәтлирини йорутуш кәлгүсидә этнопсихологияни һәртәрәплимә тәтқиқ қилидиған салаһийәтлик мутәхәсисләрниң әнчисидики иш. Бүгүнки шараитимизда бизниң барлиқ күч иқтидаримиз қаритилидиған асасий йөнилиш- сапалиқ әвлат тәрбийиси болуши керәк. Ундақ болмиған тәғдирдә, әвлат алмишиш қанунийитигә қаритилған, көзгә көрүнмәйдиған дәһшәтлик мәнивий урушниң қурванлириға айлинип қалимиз.
Азнат Талипов.