Teghdir qaynimida yaki muhebbet heqqide poéma
ТӘҒДИР ҚАЙНИМИДА ЯКИ МУҺӘББӘТ ҺӘҚҚИДӘ ПОЭМА
I
Бовай ағриқ,
Узун болди ятқили,
Узун болди ағриқ дәрдин тартқили.
Униң үчүн бәри бирдәк сезиләр,
Күн патқини һәмдә таңниң атқини.
Аяли һеч кәтмәй униң қешида,
Та түн бойи олтириду бешида.
Көрүп бәкму еғир һалин ериниң,
Ялғуз йәрдә зорлайду көз йешиға.
Аялиға тикип бәзән көзини,
Үзүп аран ейтар бовай сөзини.
Еғир ойда олтириду аяли,
Торавелип алиқинида үзини.
Ериниң у пәқәт көңлин издәйду,
Яхши болуп кетисиз пат сиз дәйду.
Алдимизда техи қанчә көримиз,
Бәхит билән хошаллиқни биз дәйду.
«Бәхит…» бовай аста ейтип, пичирлар,
Жүрәк, жүрәк тосун аттәк тепирлар.
Шу күнгичә аялиға ейтмастин,
Дил төридә сақлап жүргән гепи бар.
Өйләнгәндә ейтмақ болди,
Ейтмиди.
Балилиқ боп күлүп жүрди,
Ейтмиди.
Вақит барғу, ейтимәнғу кейин дәп,
Кейин, кейин, нәврә көрди,
Ейтмиди.
Өтивәрди күнләр, айлар тохтимай,
Һә, әшу гәп, – қаливәрди ейтилмай.
Жил пүтсиму қалған кәби унтулуп,
Календарьниң бир вариғи житилмай.
Һаят, һаят, қизиқ екән растқу бу,
Бәзән өтүк йешип жүрдуқ көрмәй су.
Дил төридә сақлап жүргән сир кейин,
Ишик ачти болуп шатлиқ йә қайғу.
Буниңдин нәқ йерим әсир илгири,
Бовай у чағ жигит еди, яш еди.
Гүлбанәмму мәлидә көп жигитни,
Рам-мәһлия қилған қәләм қаш еди.
Буниңдин нәқ йерим әсир…
У мәзгил,
Бовай яшти, арманларға бай есил.
Қанчә қизлар арамини йоқатқан,
Бәлки шунда, сөз ейтсекән дәп Адил.
Бир-бирини сөйгән еди икки яш,
Муһәббәттә көйгән еди икки яш.
Мәңгүлүккә қол елиштуқ дәп ойлап,
Түвсиз сөйгү деңизиға атқан баш.
Таңлар гува вәдисигә уларниң,
Гува бағда үзгән гүли баһарниң.
Өзлирини сәзгән Адил, Гүлбанәм,
Айрилмастәк… – қош таридәк дутарниң.
Шу мәлидә Новәр атлиқ жигит һәм,
Ашиқ болуп чекәр еди ичтин ғәм.
Ашиқ болуп Гүлбанәмгә бу ойни,
Йәткүзүшкә алдиратти у һәр дәм.
Адил билән у дост еди бәк йеқин,
(Әсли һаят достлуқ үчүн синақ чин).
Вақит айрар намәртликни, мәртликни,
Бәк алдирап кесип-чепиш тәс, қийин.
Биләр Новәр Адилниң ич-сирини,
Тоқуп жүрди ичтин қәбиһ торини.
Пәйт кәлгәндә, ашиқларни айришқа,
Аста-аста колап жүрди орини.
Адил аңа ишинәтти болғач дост,
Биллә кирәр дәтти һәтта көйсә от.
Көңли очуқ жигит пәқәт сәзмиди,
Өзин әгип жүргинини шум булут.
Йоқ йәрдила бир күн Новәр сөз ачти,
Тутқузмастин гәп тизгинин еп қачти.
Адил, достум, чүшинимән һалиңға,
Сән өзәңни билмәйсәнкән аяшни.
Гүлбанәм, раст, чирайлиқ қиз, билимән,
Уни һәр күн өзәңму һәм көрисән.
Башқа хиял немә қилсун мениңда,
Иккиңларға бәхит тиләп жүримән.
Гүлбанәм, раст, чирайлиқ қиз, шундаққу,
Бирақ дили чирайидәк пак, ақму?!
Рәнҗимигин қаттиқ ейтқан болсам гәр,
Йәр титритип чақидиғу чақмақму.
Адил тили кәтти бирдин тутулуп,
Гәп қилалмай алди нәччә йөтилип.
Йеқин дости немиләрни дәп кәтти…
Җим олтирар хиял ичрә шүкинип.
«Новәр һеч чағ сөзлимәйду бош-бекар,
Мошу йәрдә мән билмигән бир сир бар.
Яқ, әслидә, бәлки ундақ әмәсту,
Гүлбанәмгә хас гөзәллик, номус-һар. –
Адил дилин тәвритиду шәк-гуман,
Титрәп кәтти, тар болғандәк кәң җаһан,
Немә иш бу?
Ейтқузайму Новәргә,
Чин дост болса җавап бәрсун шу заман».
– Новәр адаш, һәммисини ейт очуқ,
Мениңдин сир йошурушқа һәққиң йоқ.
Аңлаш үчүн тәйяр сениң сөзүңни,
Жүригимгә тәгсун мәйли болуп оқ.
– Немисини ейтай саңа ахир мән,
Яманлиқтин достни қорғаш достқа тән.
Һесапчи боп киргән күндин Савурға,
Гүлбанәмниң өзгәргинин сәзгәнсән.
Көп нәрсини жүримизғу биз билип,
Мәйли кәтсун һәтта бу йәр йерилип.
Ат үстидин чүшмәйдиған Савурниң,
Бригадирмән дәп жүргинин керилип.
Беши бар қиз аңа йеқин боламду?
Баниси иш, түн-кечиләп жүрәмду.
Ахмақ әмәс һәммә адәм уларниң,
Немә қилип жүргинини көрмәмду.
Һесапчи боп ишләш әрниң оқити,
Қиз балиға лайиқкән дәп ким ейтти.
Нийити ақ болса әгәр Савурниң,
Чиқаттиғу мәлиниң бир жигити…
Һесапчи боп ишләттиму әгәрдә,
Һәтта зорлап әвәтсиму қәйәргә.
Савур, билгин, Гүлбанәмниң бешини,
Айландуруп кәтмигәндә бу йәрдә…
Гуман, гуман сән шәпқәтсиз қанчилик,
Сәндин кимгә вапа кәлгән қанчилик.
Қайнимиңға еливалсаң адәмни,
Бозәк қилип ойнайсән сән шунчилик.
Қанчә арман сениң билән кесилди,
Қанчә үмүт ейтилмастин чепилди.
Сән кәлгәндә бузуп көңүл течлиғин,
Арзуларниң ишиги һим йепилди.
Ғәпләт ичрә чүшүп қелип илкиңгә,
Солуп, ғәмгә патқанлар бар бир күндә.
Тәнтирәттиң адаштуруп йолидин,
Тутувелип изгү җанлар қолидин,
Яр түвигә башлап келип кәч-түндә.
Мәхсәтләрни көмүп өттүң қанчә сән,
Жүрәкләргә қайғу пүттүң қанчә сән.
Қанат бәргән адәмләргә әң алий,
Сезимларға зәһәр төктүң қанчә сән.
Адилғиму гуман созди қолини,
Астин-үстүн қилип бирдин дилини.
Көз алдини тартти қара көләңгә,
Туман бесип алған кәби йолини.
«Қиз көңлини чүшәнмәстин қалдимму,
Солған гүлни билмәй тутуп алдимму.
Йеник ойниң арқисидин әгишип,
Қумлуқ чөлгә яки йолум салдимму.
Яқ, Новәрниң сөзлириниң җени бар,
Шунчә гәпни ейтмайдиғу у бекар.
Һәҗәп иш бу! Нәччә вақтин зимистан,
Қиш боп чиқса дәп жүргиним гүлбаһар.
Мәйли маңа көрсәтмисун хуш чирай,
Артуқ ғевәт гәпкә қандақ мән чидай.
Әң яхшиси Гүлбанәмниң һесапчи
Болуп әнди жүрүшигә чәк қояй.
Немә үчүн ишәнмәймән Новәргә,
Билгинини ейтип турса әгәрдә.
Һәқиқий дост. Қилип жүрсә ғемимни,
Мени қарап қалмисун дәп у йәргә.
…Қиз тәлмүрүп бақар Адил көзигә,
Тәшвишниң һеч изнаси йоқ үзидә.
Шәк кәлтүрәр тимақчилиқ кир изи,
Байқалмайду униң ейтқан сөзидә.
Билип болмас кимниңки һәқ, ким наһәқ,
Гуманлиқ ой кәтмәй турар йә жирақ.
Өзи үчүн сезилсиму бәк еғир,
Адил ейтти дилдикини әшу вақ.
Тошуп кәткән кәби ичкә дәрт-әләм,
Деди: (чоңқур нәпәс елип у бир дәм).
Әгәр мениң сөзүмни тән алсиңиз,
Һесапчи боп ишлимәйсиз, Гүлбанәм.
– Немә үчүн, немә сәвәп, немишкә?
Йеқиндила кирдимғу мән бу ишқа.
Маңа әнди адәмләрниң алдида,
Яримайду чидимаслиқ қилишқа.
Сиз ишимни оңай әмәс дәмсизкин,
Шуниң үчүн ғемимни һәм йәмсизкин.
Растин ейтсам, Савур акам болмиса,
Һесапчи боп ишләш маңа бәк қийин.
У иш үчүн берилгән бир җан екән,
Иштин башқа һечнәрсини алмас тән.
Һәқиқити, униңдин көп нәрсини,
Үгинишкә вә билишкә тәшна мән.
Адил дилин моҗуп өтти қизғиниш,
Пичақ кәби йонуп өтти қизғиниш.
Қиз ечилип сөзлигәндә, һәридәк
Чеқип шунда, қонуп өтти қизғиниш.
Йә көзигә көрүнмиди һечнәрсә,
Әң болмиса еғиз сөзгә тән бәрсә.
Егизләйду, төвәнләйду ахир қуш,
Көк қойнида қанитини кәң кәрсә.
Адил сәзди өзин учқан қуш мисал,
Тәмшәлсиму егизликкә, харап һал.
Қанчә яйсун қанитини униңға,
Төвәнләштин башқа гоя йоқ амал.
Савурниң у ишчанлиғин билиду,
Мәртлигин һәм инсанлиғин билиду.
Амма униң қулиғиға Новәрниң,
Әшу күни ейтқан сөзи келиду.
Савурниң бар балилири, аяли,
Кәткүзәлмәс бирақ һарам хиялни.
Гүлбанәмни ялтайтиштин ишидин,
Башқа йоқтәк Адилниң һеч амали.
Новәр сөзин йәткүзәлмәс у қизға,
Сән мундақ дәп қандақ алсун еғизға.
«Ишни ташлаң…» шуди тәкрар ейтари,
Пеқирғандәк, чүшүвелип бир изға.
Еһ, муһәббәт, дана қилар бәзидә,
Ашиқ җанлар яйрап күләр бәзидә.
Еһ, муһәббәт, бағлап қоюп дил көзин,
Ашиқ җанлар бағрин тилар бәзидә.
Муһәббәттә көрүп алий сезимни,
Садақәттә синап көйгү-төзүмни.
Бәзән сәзмәй қалисәнкән путлишип,
Өзәң йәргә урғиниңни үзүңни.
Муһәббәтни шатлиқ дедуқ та мәңгү,
Шатландуқ биз қучақ ачса пак сөйгү.
Аңа хас дәп күйлидуқ һәм, ейттуқ һәм,
Келәчәктә арманларни әң изгү.
Чин муһәббәт бирақ қандақ?
Ким ейтар?..
У һәққидә һаятлиқта һәр ой бар.
Чин муһәббәт шудур бәлки сөйүшкән,
Ашиқларға бәхш әткән гүлбаһар.
Чин муһәббәт шудур –
Ашиқ дил күлсә,
Жигит вә қиз яйрап хошал қошулса.
Есил сезим қандәк еқип томурда,
Пәқәт шатлиқ унда тешип, җош урса.
Һиҗран немә әсла уни билмисә,
Гүл ечилған бағда ялғуз жүрмисә.
Җошқунлиған сап туйғуни алдирап,
Ишәшсизлик туминиға көммисә.
Әгәр сөйгү дилни парә әтсичу,
Бир өмүргә бозлап-налә әтсичу.
Әрзимигән шәк-гумандин мәңгүгә,
Ашиқ җанлар қошулмастин кәтсичу?
Муһәббәт дәп ейтимизму буни биз,
Раст, бәзидә кәлсә-кәлмәс сөзләймиз.
Чин муһәббәт қандақ?
Униң түгимәс
Җававини нәқ өмүрдин издәймиз!
Адил қанчә айландурсун бешини,
Яқ, Гүлбанәм ташлимиди ишини.
Сәзгини йоқ сөйгән жигит қәлбигә,
Дости Новәр салған гуман-тешини.
Ишта турған немә бар дәп ойлайду,
Өз кәспини сөйүш бәхит у дәйду.
Паклиғиға шәк кәлтүрүп
Адилниң
Новәр дости оқ атқинин билмәйду.
Висал демин тәшна болуп күтиду,
Учрашқанда… Вақит чапсан өтиду.
Жигит гепи зор арзудин башлинип,
«Иштин чиқиң» дегән сөздә пүтиду.
Йоқ немидин соғақчилиқ башланди,
Оттуриға сирлиқ чигич ташланди.
Адил титрәп, тиңирқап өз ичидин.
Гүлбанәмниң көзи қанчә яшланди.
Гайи чағлар арман қилар адәмләр,
Түз вә тәкши чүшсекән дәп қәдәмләр.
Келәчәкни билип-көрүп турсақ дәп,
Бир өмүргә өтәр еди шат дәмләр.
Бәлки шундақ…
Аңа дава қилмаймиз.
Ким чекигә йәткән униң билмәймиз.
Бар өмүрни бурап ташлар хәтәрни,
Ғәпләт бесип, һәтта көзгә илмаймиз.
Шу бир күни…
Әтрап тинич, бағ тинич.
Адил күтәр, дилни өртәп сеғиниш.
Көп күткүзмәй йетип кәлди Гүлбанәм,
Болуп қалди бу адаққи учришиш.
Жигит қизға бурунқидәк қойди шәрт,
Ақ көңүл қиз көнмәй қойди һеч пәқәт.
Башқа гәпкә хушти йоқтәк Адилниң,
Әшу йәрдә көмүлди бар ой-мәхсәт.
Қиз ялвуруп сорисиму сәвәвин,
Чиқармиди йә мундақ дәп Адил үн.
У қиз билән бәкму салқин хошлашти,
Келәр аста сирдиши бир қара түн.
…Һәптә өтмәй арилиқта, мәлидә,
Мону хәвәр тарқап кәтти һәммигә.
– Өйлинипту Адил хошна йезидин
Йеқин күндә баримиз той-бәзмигә.
– Гүлбанәмчу?!
– Яшлар ойин ким билгән.
– Алған қизниң ети немә?
– Селимәм.
– Немә дәймиз, инақ-иҗил яшиғай,
Яш аилә һули болсун мустәһкәм.
Бәк ечилип Новәр қаһ-қаһ күлгәнди,
Өзидә йоқ хошаллиққа бөләнди.
Гүлбанәмниң чүшүвелип кәйнигә,
Қизға арам бәрмәс болди у әнди.
Достниң арзу-арминиға түкирип,
Пәқәт өзи үчүн йенип-ечилип.
Бәхит тапмақ Гүлбанәмниң, Адилниң,
Қанмай кәткән шатлиғидин чечилип.
Кәч чүшәнди Адил Новәр ойини,
Үзгинини таза сөйгү күйини.
Мәхситигә йәткәч Новәр достиға,
Көрсәтмәстин кәтти шундин бойини.
Рәзил адәм достқа қилар хиянәт,
Рәзил болғач униңдики ой-мәхсәт.
Зәһәр чачар жүргән һәммә җайида,
Аңа тамам яттур виждан, номус-бәт.
Гүлбанәмни чүширәлмәй қилтаққа,
Бар һейлисин ишләтти у шу вақта.
Қорқутупму көрди: «Маңа тәгмисәң,
Әҗилиң тақ мана мону пичақта…».
Ахир қиздин мақул җавап алалмай,
Йә дост-йолдаш үзигә тик қаралмай.
Бир күн кәлди Савурниң у йениға,
Ачмисиму өйдикиләр хуш чирай.
Билмисиму техи Савур бар ишни,
Чиқмисиму көп неминиң тивиши.
Сезәр еди Адилҗанниң алдида,
Барлиғиға Новәрниң чоң қилмиши.
– Савур ака, қулуң болай, қил ярдәм,
Сениң билән ишләйдиғу Гүлбанәм.
Достум Адил өйләнгинин билисән,
Бәкму еғир тәгди бу һал маңа һәм.
Тәғдир шундақ, ака, немә дәймиз биз,
Мән өйүңгә кәлдим сени көрүп өз.
Мәнму ахир Гүлбанәмни сөйүмән,
Шу тоғрилиқ қизға ейтип көрсәң сөз.
– Адәм өзин билмигини бәк тәстә,
Мән көкүмни сатимәнму сән пәскә.
Өйдин чиққин һазир, қени, йоқалғин, –
Ғал-ғал титрәп Савур турди һәс-һәстә.
Яманлиқ у, бил, һәркимниң пәйлидин,
Уни қилиш бир өзиниң мәйлидин.
Жут ичидә чугуп әпти-бәширин,
Новәр тамам чиқип кәтти мәлидин.
Ундин кейин мана қанчә жил өтти,
Солуп йәрдә йәнә қанчә гүл өсти.
Чиққини йоқ турмушқа йә Гүлбанәм,
Билиндүрмәй қара чачқа ақ чүшти…
II
Бовай ағриқ,
Көзидин нур өчмәктә,
Әң ахирқи үмүтлирин сөкмәктә.
Чиңқи чүштә тутулғандәк күн көзи,
Өй ичигә қараңғулуқ чөкмәктә.
Уруқ-туққан кәлгән жирақ-йеқиндин,
Олтириду пичирлишип аста җим.
Қарап көзин жумуп ятқан бовайға,
Өзлиричә ейтишиду сөз һәрким.
Бовай бир кеп өзигә бир кәтмәктә,
Вақит-вақит бәкму аста өтмәктә.
«Бәк қийнилип кәтти» десә, бирлири
Дейишиду «Кимниду у күтмәктә…».
Кимни күтәр?
Жиғилдиғу һәммиси,
Йеқинлардин һечким чәттә қалмиди.
Амма шу тап мошу өйгә бовайниң,
Әң қәдирлик бир адими кәлмиди.
У адәм ким?.. Һечким һазир билмәйду,
У тоғрилиқ ой башқиму кирмәйду.
Уни көрмәй,
Бовай кәтмәс өмүрдин…
Уни көрмәй бовай көзин жуммайду.
Селимәмни шәрәт қилди кәлгин дәп,
Көзлири от кәби янар ва, һәҗәп.
«Мени десәң… Гүлбанәмни чақиртқуз…
Келип кәтсун», – тохтап қалди шундақ дәп.
«Гүлбанәмни…» Миң ой чулғап бешини,
Яғлиғида етип көзниң йешини.
Гәп қилмастин өйдин чиқти аяли,
Өйдин чиқти унтуп һәммә ишини.
«Товва… дәтти, – мошу күндин қорққан мән,
Гоя уни алдин-ала көргән мән.
Унтуп кәтти Адил өткән вақни дәп,
Үмүт билән, үмүт билән жүргән мән…».
Адил бовай йошурсиму сирин бәк,
Сезидиғу…
(Һәр адәмдә бар жүрәк).
Селимәмму туйған баштин
Һәммини
Әнди ечип ейтиш уни нә керәк?!
Коча бойлап икки аял келиду,
Жүрәк туяр, неминиду билиду.
Селимәм һеч тохтимайду өксүштин,
Һә, Гүлбанәм жиғлап туруп күлиду.
– Исит өмүр, – дәп Селимәм зарлайду,
Бу кәң җаһан әнди маңа тар дәйду.
Ақ чечәк дәп жүгрәп өтүп бир чағлар,
Дәссигиним екән аппақ қар дәйду.
Қаттиқ екән бу тәғдирниң қамчиси,
Уни билип, билмәй өтти қанчиси.
Йоқап кәтти, йоқ боп кәтти дәймизкән,
Сиңип кәтсә йәргә ямғур тамчиси.
Алдамчи ой шундақ болар бәзидә,
(Уғу еғир кәлмәйду раст бәзигә).
Бәлки мундақ жиғлимиған болардим,
Гәр аңлимай қалсам, һәтта һазида…
Мән баримни аңа атап бәрдимғу,
Шу ваққичә әшуни дәп кәлдимғу.
Ахир бу күн болған чағда далада,
Ялғуз өскән дәрәқ мисал қалдимғу.
Мән сөйгәндим, униң ойи башқекән,
Мән көйгәндим, униң ойи башқекән.
Пәқәт әшу чөчәкләрдә ейтилған,
Униң көңли ичмәй кәткән аштекән…
…Гүлбанәмниң ойи әсли немидә,
У жиғлайду, у күлиду немигә?!
«Шу ваққичә яшидим мән деңизға,
Охшап ялғуз чиқип кәткән кемигә.
Ойлиғандим солди сөйгү гүли дәп,
Қалди пәқәт көйүп униң күли дәп.
Шу күнгичә тәғдиргә тән бәргәндим,
Бөлүнгәчкә қош жүрәкниң йоли дәп.
Яқ, яқ, һаят!
Сөйгү гүли солмапту,
Жиллар бойи чечәкләпту, яшапту.
У ахирқи гүлдәстисин, еһ, йәнә
Мениң көңүл беғимға кеп ташлапту.
Аһ, мән рази саңа тәғдир бир өмүр,
Йоқ, мениңда қалмиди һеч әнди сир.
Секунд ичрә кәтти, бирдин унтулди,
Тартқан ахир җапалирим бар еғир.
Бәхитликмән! Маңа бәхит һәм яркән,
Бәхитликмән! Қиш дегиним баһаркән.
Бәхитликмән! Бәхитликмән! Һаятта
Маңа көйгән, мени сөйгән җан баркән».
Икки аял келәр шундақ ой билән,
Һәр иккиси икки түрлүк күй билән.
Бири десә тәғдир мениң қолумда,
Бири келәр тәғдиригә берип тән.
Йәргә елип чүшкән кәби асманни,
Бирдин чепип үзгән охшаш арманни.
Икки момай қәдәм басқач һойлиға,
Өй ичидин жиға үни аңланди…