SULAYMAN_ARSLANXAN

Сулайман Арсланхан (922-970)

Сулайман Арсланхан қараханилар дөлитиниң хақани, иқтидарлиқ һәрбий қомандан, сиясийон, ғази Сулайман Арсланхан Süleyman Arslan Han милади 922- йиллири қараханилар дөлитиниң хақани Сутуқ Буғрахан аилисидә дуняға кәлгән.
Султан Сутуқ Буғраханниң Байташ (мусулманчә исми Муса), Туңа Илик (мусулманчә исми Сулайман) исимлик икки оғли болған. Сутуқ Буғрахан аләмдин өткәндин кейин чоң оғли Муса Буғрахан қараханилар дөлитигә хақан болған. …
Ислам дини Сулайман Арсланханниң дәвридә уйғурлар вә башқа түркий хәлқләр ичидә наһайити чоңқур йилтиз тартқан. 960- йили Йәттису вә Тарим вадисида олтурақлашқан 200 миң өйлүк уйғур мусулман болған. Бу һәқиқәтән алаһидә чоң вәқә иди. Шу йили Сулайман Арсланхан ислам динини дөләт дини дәп җакарлиған.
Әслидә, Сутуқ Буғрахан милади 920- йили қараханилар дөлитиниң хақанлиқ тәхтидә олтурғандин кейин ислам динини қараханилар дөлитиниң дөләт дини қилип җакарлиған иди. Лекин Сутуқ Буғрахан вапат болғандин (956- йили) кейин, Хотән уйғурлири исян көтүрүп, қараханилар дөлитидә ички уруш йүз бәргәнлик сәвәбидин ислам дини қараханилар земининиң һәммә йеридә йолға қоюлалмиған. Сулайман Арсланхан қараханилар дөлитигә хақан болғандин кейин қәтий нийәткә келип, Хотәнгә қарши кәң көләмлик уруш елип барған. Тарихий пакитларға асасланғанда, бу уруш 975- йилидин 998- йилиғичә (20 йил) ға созулған. Өз вақтида бу уруш тоғрисида мундақ қошақлар тоқулған:

Кәлкүн болуп ақтуқ,
Кәнтләрниң үстигә чиқтуқ.
Бутханини йиқиттуқ,
Бут үстигә чичтуқ.

Сулайман Арсланхан 965- йили қараханилар қошунлирини Әбу Насир Саманиниң оғли Ғази Алп Текин башчилиқида Или дәрясиниң шималидики Миңлақ (һазирқи Ғулҗа шәһири) ға маңдурған. Алп Текин Миңлақтики буддист уйғурларни мәғлуп қилғандин кейин бутханиларни чеқип йәр билән йәксан қиливәткән. Мана шу тоғрида тоқулған қошақлар алаһидә әһмийәткә игә:

Кемә ичигә олтуруп,
Или сүйини кәчтуқ биз.
Уйғур тәрәпкә йүзлинип,
Миңлақ елини ачтуқ биз.

Түн билән бастуқ,
Һәр тәрәптин бөктүрмә қойдуқ,
Атлириниң кукулалирини кәстуқ,
Миңлақ әрлирини сойдуқ. …

Сулайман Арсланхан 970- йили Ғази Әбу Фәттаһ (Алп Текин) ни уйғур идиқут дөлитини бойсундуруп, уларни мусулман қилишқа әвәткән. Әбу Фәттаһ қоманданлиқидики қараханилар қошуни һәшәмәтлик байрақ, дақа думбақ, әләмлирини ләпилдитип, һәйвәтлик қошун билән шәриққә йүрүш қилған. Әбу Фәттаһ Ақсу, Кучадин өтүп Кингит (Қарашәһәр) ни алған. Андин кейин уйғур идиқут дөлитиниң қишлиқ пайтәхти Қариғучиға һуҗум қилған. Қанлиқ урушлардин кейин уйғур идиқут дөлитиниң хақани Арслан Текин (948- 980) мәғлуп болуп, Бәшбалиққа чекингән. Әбу Фәттаһ һазирқи Турпан вә униң әтрапидики җайларни алғандин кейин, Бәшбалиққа қарап йүрүш қилған. Лекин Әбу Фәттаһ Бәшбалиқниң җәнубидики Тәңри теғиниң Қариғоҗиға баридиған йолидики тағ еғизиға нурғун қошун топлап һәлқилғуч урушқа тәйярлинип турған. Әбу Фәттаһ әнә шу җайдики урушта шеһит болған. Еғир мәғлубийәткә йолуққан қараханилар қошунлири тәрәп-тәрәпкә тарап кәткән. Арслан Текин Қарағоҗа билән Қара шәһәрни қараханилардин қайтурувалған…

Сулайман Арсланханниң дәвридә қараханилар дөлити наһайити күчлүк вә чоң дөләткә айлиниду. Һарун Буғраханниң дәвридә қараханилар дөлити 994- йиллири әтрапида (В. В. Бартолд 992- йили дегән) Пәрғанини, кейин Сәмәрқәнтни алиду. 999- йили саманилар һөкүмрани Әмир Ноһни мәғлуп қилип, саманилар дөлитини ағдуруп ташлайду. арқидин бухараниму алиду. шуниң билән қараханилар дөлити Мавәрауннәһирдики барлиқ бәгликләрни һакимийити астиға алиду. Қараханиларниң ғәрбий қисмиға Сәмәрқәнтни мәркәз қилип Муса Буғраханниң оғли Ели Текинни «Иликхан» унвани билән умумий валий қилип тәйинләйду.
Сулайман Арсланханниң 12 йиллиқ хақанлиқ һаятида елип барған паалийәтлирини төвәндикидәк хуласиләшкә болиду.

  • 1- дөләт мәнпәәтини һәммидин әла билгән. Султан Сутуқ Буғрахан вә акиси Муса Буғраханниң вапатидин кейин исян көтүргән Хотән уйғурлирини тинҗитқан вә уйғур идиқут дөлитигә омумйүзлүк уруш қозғап, уйғур идиқут дөлитидин Ғулҗини елип қараханилар дөлитиниң земини даирисигә киргүзгән.
    2- ислам дини Сулайман Арсланханниң дәвридә уйғурлар вә башқа түркий хәлқләр ичидә наһайити чоңқур йилтиз тартқан. 960- йили Йәттису вә Тарим вадисида олтурақлашқан 200 миң өйлүк уйғур мусулман болған.
    3- униң ғәйрити вә тиришчанлиқи нәтиҗисидә 994- йили Пәрғанә, Сәмәрқәнтләрниң елиниши билән, ғәрбий түркистан земининиң қараханилар дөлитигә қошулуп, 999- йили саманилар дөлитиниң ағдуруп ташлинишиниң шәртини һазирлиған. Униң дәвридә қараханилар дөлитиниң күч-қудрити мислисиз дәриҗидә йүксәлгән.
    Сулайман Арсланхан интайин батур, ғәйрәтлик хақан иди. Шуниң билән биргә қабилийәтлик сиясион, тәдбирлик қомандан иди…

© Mehmet Uygur