Өмүр мәнзиллири (Абдуреһим Өткүр)

 

Өмүрмәнзилидин тинмай қедирдим мән һәқиқәтни,

Тәпәккур болди бир һади тепишта чин һидайәтни.

Тиләп һәр сөзгә бай мәна йәнә жанлиқ пасаһәтни,

Дилим истәйитти изһарғә һәмишә мәқбул пурсәтни,

Килиң әй достлирим әмди хушал башлайли сөһбәтни.

Сөзумниң баши бисмиллаһ бу мөминлик вәзипәмдур,

Санайу һәмдиләр ейтсам тумән миңни йәнә кәмдур.

Қуруқ, тузсиз ибадәттин әмәл әвзәл, әқидәмдур,

Бу дәвайимға бурһаним, мушу йазмиш қәсидәмдур,

Тиләймән рәббим аллаһтин қулумға куч вә қуввәтни.

Тәәжжуп әйлишәр бәлким биравләр бу қәсидәмдин,

Әжәпләнмәс иди ичсә әгәр бир қәтрә чәшмәмдин.

Езиқтим мәнму бир чағләр нагаһ тәврәп әқидәмдин,

Шүкриким рәһнамә тапти көңүл султани тәвбәмдин,

Илаһа әйлигил мәңгү маңа бу бәхту-амәтни.

Туғулғач икки мөминдин өтүп әлликтә сәккиз йил,

Йәкүнләш саити йәтти, өмүрни әмди әстайидил.

Нәзәр салсам бесип өткән йолумға болмайин ғапил,

Ақур көз йашлирим гойа булуп еритиш вә йаки нил,

Жаһандачәкмигәй һечким миниңдәк көп надамәтни.

Сәһәрдә һәмдиләр ейтар учар қушларму һәр дәмдә,

Нимишқа болмисун бир һис тирик пәрзәнти адәмдә.

Ваһаләнки ада болмай һисапсиз қәриз бу зиммәмдә,

Һаман қайнайду һәсрәтлик пушайманлар буқәлбимдә,

Өмурни зайә қилмаңлар елип мәндин бу ибрәтни.

Баһар йамғурлири һәртаң йуйар һәм йашнитар тағни,

Ериқлар бирлә кәлгән суму һәтта гүллитәр бағни.

Муйәссәр қилса мәқсидим муратқа йолни ачмақни,

Еритсә һеч әжәпмәским көзүмниң йашлири дағни,

Ата қилса илаһим хәзинәсидин қәтрә рәһмәтни.

Сиратәлмустәқим тапмақ әгـәрболса нәсибәмдә,

Надамәт дағлири қалмас иди мәһзун бу сенәмдә,

Умидим бир беқип иқбал күлүп тәләй пишанәмдә,

Жараңлап кәтсә қәлбимниң садаси бу қәсидәмдә,

Нисип әйләп йаратқан зат маңа бәхту- саадәтни.

Хийалим деңизи тинмай чайқилип һәмишә қайнақ,

Кичиләр аз йумуп көзни вә гаһи таңғичә ойғақ,

Қулум йәтмәйдиған шахқа есилдим шунчилик муштақ,

Илаһим өзи йар болғай умидимгә йәнә көпрақ,

Асан әйләп бу мәнзилдә маңа учрар мушәққәтни.

Пикир дәрйасиғә қанчә тирән чүмгәнсири һәр түн,

Көңүлниң кирлири шунчә, йуйулди-тарқиди әпсун,

Һайатим гәрчә пушайманлиқ дилимдур нативан мәһзун,

Вә лекин жан китабиғә қушулди тумән миң мәзмун,

Йеқин кәлтурмә и рәббим көңүлгә әмди ғәпләтни.

Тәпәккур көз билән бақса киши аләмгә бир мәррә,

Әмәстур хали һикмәттин вә һәттаки һәсәл һәрә,

Адимизат йуксилип гәрчә атомдин тапти мол зәррә,

Вә лекин бипайан сир деңизидин бутехи азғинә қәтрә,

Илаһа қил кәрәм көпрәк биләйли сиру-һикмәтни.

Билип йәткәнсири инсан хәзинәң сирини көпрәк,

Көңүл рушәнлишип андин тонур өз затини хопрақ,

Мисал қариғу ничук билсун, қуйаш қандағу ай қандақ,

Билур әмма гүдәк һәтта ничүкдур гүл ничүк йапрақ,

Демәкки мәрипәттин жан тапур әқлу -парасәтни.

Түмән миң йил давамида өтүп сансиз ақил -даниш,

Һайат сирини билмәкни қилишти арзу һәм хаһиш,

Биравләр қилсиму күчәп худасизлиқни пәрмайиш,

Вә лекин әксири мутләқ елип мәйданда әзмайиш,

Ахири етирап қилди улуғ бир роһи қудрәтни,

Мисал бир қәтрәдин адәм бина болғанни ойлапбақ,

Ана қарнида бужанға һава болғанни ойлап бақ,

Туғулмақ саити йәтсә ана болғанни ойлап бақ,

Бу мүшкүлгә нә қанун пана болғанни ойлап бақ,

Шу чағда тапқуси қәлбиң бирәр мәнтиқи-пикрәтни.

Бүгүн пән йуксилип шунчә қилур пәрвазини әркин,

Вә һәтта ай вә йултузда йәр оғли йатқуси йалқин,

Буңа әвлади адимизат уқур миң мәдһийә- тәһсин,

Лекин адәм бина қилмақ бу адәмгә ничүк мумкин,

Йаратқан тәңридин башқа киши тапмас бу қудрәтни.

Нимишқа айағ икки, көз икки, еғиз бирдур?

Йәнә көзләргә қаш кирпик бина қилған қайси тәһрирдур?

Нимишқа миң киши чиһри йәнә миң хилда тәсвирдур?

Қени ейтиңчу, бусирға ничүк сөз тоғра тәбирдур?

Тәпәккур ачқуси кәң йол чүшәнмәккә бусүрәтни.

Өлүмни ойлиса һәр ким билур өз затини андин,

Туғулмақ сөңрә өлмәглик айандур һәммигә айдин,

Лекин нәдә,  қачан, қандақ өлүшни ким билур алдин?

Ечилмас сир булуп кәлди бу мавзу дәври -дәврандин,

Һәмишә йиғсиму дунйа бу сирға һәммә диққәтни.

Өлүмгә бир дәва изләп жаһандин кәтти көп дәна,

Вә лекин тапмиди һечким бу иштин зәрричә мәна,

Аристо йаки лоқмандәк һәкимләрму бимустәсна,

Дийишти ахири мутләқ улуғ қудрәткә амәнна,

Демәк мумкин әмәс бузмақ бу қануний зөрүрәтни.

Қуйашу ай вә йултузлар самада сәйир итип һәр күн,

Муәййән йол вә тәртиптә хатасиз дәвр итәр һәр күн,

Буңа һаким икән мутләқ әжәп бир мунтәзим қанун,

Бу чәксиз каинат тапмиш әшу хилда тола мәзмун,

Йуруп нурланғуси қәлбиң чүшәнгәнчә буһаләтни.

Вә бәлки бәзиләр ейтар түзәлмәклик тәбиәттур,

Вәһаләнки тәбиәт һәм әжәп бир хилда һәйәттур,

Бу аләм сирлири бизгә һонуз бир йахши ибирәттур,

Шеғил таш һәр заман таштур, зумрәтләр -зумрәттур,

Тәпәккур ташқини йүтсун көрәң батил -жаһаләтни.

Мисал пән -һүнәр әсири қуруп һикмәт дуканини,

Йаратти иптихарлиқ бу мөжизатлар заманини,

Йәнә һәм ашқусии көпләп бүйүк һиммәт даванини,

Лекин адәм түгүл һәтта униң бир қәтрә қанини,

Йасалмас һәр ничүк алим қилип тәқлид бу қудрәтни.

Һайатлиқ сириға тәкрар тухумни кәлтүрәй бурһан,

Тухусиз алур һәр ким тухумдин чүжини асан,

Әгәрчә йәнә миң һәссә тәрәққи қилсиму дәвран,

Тухумниң өзини лекин йасалмас бәлки бу инсан,

Димәк мәхлуқ һаман мәхлуқ билур халиқла хәлқәтни.

Нәзәр салсақ әгәр буғдай вә йаки башқа бир данға,

Терип өстүрмисә диһқан һусул толмайду хаманға,

Әгәрчә дан йасаш мумкин булуп қалсиди инсанға,

Завутларда йасап һәр күн пули тохтайтти әрзанға,

Димәк мәхлуқ әмәс қадир йаратмаққа тәбиәтни.

Һайатлиқ сир лири шундақ ажайип кәңри дунйадур,

Билип йәткәнимиз тамчә, әгәр у бәһри дәрйадур,

Кимки мәвжудат затән улуғ һикмәтләр әһйадур,

Ки тупрақ болмиди кемейа мәгәр болса у хулйадур,

Һайат қануни һәрдәмдә қилур тәкрар бу ибирәтни.

Мисални йәнә йүз-йүзләп тепиш мүшкүл әмәс һәр ан,

Вә лекин һәммидин әла улуғ мөжизә дур қуран,

Хусусән болса тәпсири «сүрә әррәһман»,

Купайә қилмиса кашки ашунчә «ма түкәззибан»,

Қулуплуқ болмиса қәлбиң қубул әйләр бу дәвәтни.

Тулуқ он төт әсир өтти нәишләр болмиди садир,

Нимики дисә қуранда бүгүн дунйада шу заһир,

Буниңдәк мөжизә ишигә ничүк мәхлуқ болур қадир,

Униң тәрипигә сөзни тапур қайдин әдип, шаир,

Нисип қилмайдикән тәңри әгәр тилға балағәтни.

Өтүп бир миңда төт йүз йил һавадисиләр билән бир-бир,

Бирәр иш қалмиди шәклән вә мәнән болмиғай тәғйир,

Биравларқәсит билән қуран бетини қилсиму тәһрир,

Лекин өзгәрмиди бир һәриип,вә һәтта бир зәбәр вә йа зир,

Чүшәнмәк нәмүшкүлдур бу мөжизә – карамәтни.

Пүтүн өмридә йа мәктәп йа устаз көрмигән бир зат,

Уқуп биркүн «иқрә бисми рәббикәлләзи»ни һәйһат,

Тепип қуддуси қудрәтниң улуғ әнваридин иршат,

Нәбувәт әсириниң шанлиқ туғини әйлисә бунйад,

Ничүкму итирап қилмас әқил мундақ һәқиқәтни.

Уқуп көрсәк бу тарихни әжәп бир әсри һикмәттур,

Мубарәк тәржимәһали тамами пәзли -хисләттур,

Рәқипләр итирапиму буңа әлвәттә һөжжәттур,

Бу затниң сми шәрипи рәсул әкрәм муһәммәддур,

Йаратти мәңгү өлмәс бир улуғ әсри саадәтни.

Нәбувәт таңи атмаста әрәпнииң һалини әсләң,

Жаһаләт дәстидин әлниң айанич әһвалини әсләң,

Залаләт һәм рәзилликниң йавуз емасини әсләң,

Мисал бир қиз туғулса гәр зәбун иқбалини әсләң,

Йимирди нәбуввәтла әрәптин барчә зулмәтни.

Вәһини бәзиләр илһам дийишти бир заман һөкмән,

Вәһаләнки улуғ қуран әмәстур қиссә йа роман,

Уни илһам билән ижад қилишқа болса гәр имкан,

Нимишқа йазмиди бир ким йәнә иккинжи бир қуран,

Ничүкму итирап қилмас киши мундақ һәқиқәтни.

Биравлар қилдиләр дәва, нәбилик үстидә һәтта,

Тепип миң һелә -нәйрәңләр, өзини көрситип тәқва,

Йезип айәткә тәқлидләр,вә һәтта қилсиму ғәвға,

Жаһандин кәттләр ликин, болуп аләмгә миң рәсва,

Тапалмас чүнки батиллиқ,һәқиқи шану-шөһрәтни.

Буларниң һәммиси жанлиқ улуғ мөжизә әлвәттә,

Йәнә қандақ дәлил лазим байан қилмаққа бу һәқтә,

Әқил саһиплири жандин өтәр тәстиқ, қанаәттә,,

Әгәрчә йақ дисә бәзи мухалиплар жаһаләттә,

Өзигә рәһнамә қилсун әдил,  мәрданә пикрәтни.

Хатимә

Байан қилғанлирим гәрчә деңиздин тамчидур әмма,

Намайәндур қойаш әкси бир тамчә судиму һәтта,

Қәсидәм әлгә йәткүзсә һедайәттин бирәр мәна,

Мукапат шу иди мәнчүн, әмәсмән өзгигә тәшна,

Көчәтни тиккүчи мәйли көрәлмәй өтсә раһәтни.

Әқидәм һәққә бағланған, бу йолда әтимадим бар,

Шүкриким,һәқ ата қилған ирадә, етиқадим бар,

Әқидә саһиби болғач дилимда пәхру -йадим бар,

Димәймән мунчә густаһлиқ,қилишқа нимә һәддим бар,

Писәнит қилмас көңүл чүнки қуруқ тәнә -маламәтни.

Жаһан бақи әмәс, лоқман чеғида тапмиди дәрман,

Мисалдур роми искәндәр, вә һәтта вәһши чиңгизхан,

Келип -кәтмәк билән мәшғул, жаһанға биһесап карван,

Өтәр дунйа, кечәр дунйа, пәқәт һәқла сүрәр дәвран.

Өмүр мәнзилидә таптим ниһайәт шу һәқиқәтни.