Әлвида, Шерип Ака…

© https://www.akademiye.org

«Москва хияллирим» дики ахирқи уйғур – Москвадики Шәрип ака
йоллиғучи: академийә йолланған вақти: 2019 — йил 17 — авғуст орни: Даңлиқ кишиләр.

Нәбиҗан Турсун (тарих пәнлири доктори)

2019-йили 16 авғуст күни Москва тарихида әң узун бу шәһәрдә яшиған бир мусапир аләмдин өтти! 17-авғуст күни Москвадики бир қисим уйғурлар вә униң достлири шуниңдәк мусулман җамаити вәкиллири татар мәсчитидә намизини чүшүрүп дәпнә қилди. Бу кишиниң ахирәтткә узитлиши унчә һәйвәтлик вә дағдуғилиқму болмиди. Пәқәт 40-50 адәм билән узутилди. Буниң сәвәби бу шәһәрдә униң милләтдаш қериндашлири көп әмәс, болсиму тарқақ иди. Бу киши әмәлийәттә русийә уйғурлириниң йетәкчиси, тонулған уйғур зиялийси, нами уйғур дияри, Оттура Асия вә Явропа әллиридики уйғурлар арисида яхши тонулған Шәрипҗан Әхмиди, йәни Шәрип ака иди!
Бу һәм мениң «Москва хияллирим» дики ахирқи уйғур иди!

Кремл темиға биргә соал қойған идуқ!

1990-йили, 21-март, дунядики әң қудрәтлик икки дөләтниң бири, йәни Америка Қошма Штатлириниң шуниңдәк униң иттипақдашлириниң соғуқ мунасивәтләр урушидики қудрәтлик рәқиби Советләр иттипақиниң пайтәхти Москваға қәдәм бесип, Совет иттипақи вә сабиқ совет иттипадики 8 йиллиқ оқуш вә тәтқиқат һаятимни башлидим. Қизил мәйдандики кремл сарийиниң егиз тамлириға қарап сансиз қетимлап аччиқ соалларни қойдум. Чүнки бу тамниң ичидә уйғур хәлқиниң тәқдири талай қетим музакирә қилинип пичилғаниди. Әгәр бу там қәтий қарар бәргән болса, 1921 — йилидин, яки 1933 — йили вәяки 1944 — йилидин башлап уйғур хәлқи дунядики мустәқил дөләтниң игиси болғиниға азғина кәм бир әсир болуп қалар иди. Һеч болмиса, бу там худди пүтүн Оттура Асия, йирақ шәрқ вә башқа земинларни қошувелип дунядики әң чоң империйәгә айлиниш җәрянида уйғурлар земиниму қошувалған болса, униң бир иттипақдаш җумһурийити болуп ахирқи һесабта худди өзбек, қазақ, қирғизлардәк мустәқил дөләт болғиниға 20 нәччә йиллар болған болар иди. Миң әпсус! Тәләй каҗ болса, империйәләр, мени бесивал, қошувал, саңа тәвә болай десәңму алмайдикән, әмма униңға зөрүр болса, миңлиған адимини чиқим қилип бесивалиду яки қошувалидикән. Әһвалдин қариғанда, әгәр тарихий һөҗҗити ашкарилинип дәлилләнсә, худди шаһитлар ейтишқандәк Әхмәтҗан Қасиминиң Сталиндин әгәр мустәқиллиқни қоллимиса, һеч болмиғанда Шәрқий Түркистанни өзигә қошувелип, униң бир иттипақдаш җумһурйити болушни тәләп қилишиму бүгүнки нуқтидин қариғанда хата әмәстәк көриниду.
Маңа охшаш әнә шундақ аччиқ соал қойғучиларниң бири, һәтта мәндин хели бурун кремилға қарап бу хил соал қоюшни башлиған Москвалиқ уйғур, Москвадики уйғур зиялийлириниң ахирқи вәкили Қәшқәр Бәшкерәмлик Шәрипҗан ака, йәни Шәрип Әхмиди әпәндиму бар иди. биз һәр даим бу тамниң уйғур қисмәтлиридики орни вә уйғур хәлқиниң паҗиәлик қисмәтлири һәққидә сөзлишәттуқ. Ғәзәплинәттуқ, ечинаттуқ. Бундақ сөһбәтлимиз йеқинқи йилларда телефон арқилиқ көрүшүп турғандиму давамлашти. Бирақ, 2019-йили,16-авғуст күни мана шу Шәрип ака бу дунядин әбәдий хошлашти! Униң кремл темиға тохтимай соал қоюп, өз хәлқиниң тәқдиригә ечинип чарчиған йүрики әбәдий тохтиғаниди!
Мән Шәрипҗан ака билән 1991-йили әтиязда тонушқан вә униң өйидә Москвадики тунҗи ләғмәнни йегән идим. Бу дәл униң Москва һаятиға 36 йил болған чағлар иди. У киши билән тонушупла униң кәң билимгә вә чоңқур анализ қилиш һәм тохтимай муназирә қилиш адитигә игә икәнликини һес қилдим. У мениң әйни вақитта дунядики әң алдинқи орундики илим-пән тәтқиқат оргини болған советләр иттипақи пәнләр академийәси қармиқидики шәрқшунаслиқ иниститутиниң уйғур вә Оттура Асия тарихи бойичә аспиранти икәнликимни билгәндин кейин униң билән иккимиз арисидики муназирә темилири көпәйди вә достлуқимиз күчәйди, әсли кан инҗенери болған бу киши уйғурларниң тарихи, сиясий һаяти вә қисмәтлиригә наһайити көңүл бөләтти вә көп билимгә игә иди. Болупму, Москваниң 1960-1980-йиллиридики хитай-совет рәқиблик дәвридики «уйғур қәрти»ни қандақ ойниғанлиқи вә униңға аит әһваллардин хели әтраплиқ хәвәрдар иди. Қисқиси, у қәрт сорунидики ишларниң шаһитлиридин бири иди. Бу мени техиму қизиқтурди.
Шәрип ака 1995-йили 3-айниң 15-күним мениң Москва дики русийә пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ иниститутида диссертатсийә яқилап, тарих бойичә докторлуқ унваниға еришкәндә өткүзүлгән дағдуғилиқ мурасим вә зияпәт соруниға қатнишип, русийәниң атақлиқ түркологлири, тарихшунас академик, профессорлири алдида сөз қилип, русийә пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ иниститутиниң 200 йилға йеқин тарихида тунҗи қетим Қәшқәрийә яки Шәрқий Түркистандин кәлгән бир уйғур яшниң докторлуқ үчүн диссертатсийә яқилап, доктор болғанлиқи, буниң үчүн у алимларға рәхмәт ейтидиғанлиқини билдүрүп, русларниң уйғур қисмәтлиридики орнини әслитип аччиқрақ тәләппузда ейтқан сөзлири мурасим қатнашқучилирини сүкүткә чөмдүргәниди.

Шәрип ака ким?

У адәттә рәсмий түрдә руслар тәрипидин Шарип Шарипович Ахмәдоф дәп аталсиму лекин уйғурлар тәрипидин Шәрип Әхмәдоф яки Шәрипҗан Әхмиди яки Шерип ака дәп тонулғаниди. У маңа өзини Шәрипҗан Әхмиди дегән уйғурчә атилиши билән аташни әскәртип, нурғун уйғурларниң русийә адити бойичә фамилиси сүпитидә «оф», «йеф», «йева», «ова» қошумчиси қошулидиғанлиқи, һәтта вәтәндики бир қисим уйғурларму, һәтта совет иттипақиға бармиған яки оқимиған адәмләрму өзлиригә «оф», «йеф» ләрни қошувалғанлиқини тәнқид қилғаниди. Һәқиқәтән, руслар әйни вақитта мениң исмимни хатирлигәндиму «Набиҗан Турсуноф» дәп язғанда мән «Турсуноф» ни рәт қилдим вә «Турсун» дәп аташни қаттиқ тәләп қилғанлиқим үчүн мән Москвада ахирғичә «Турсун» болғанидим.
Мән бу йәрдә Шәрип акини өз тәлипи бойичә «Шәрпҗан Әхмиди» яки «Шәрип ака» дәп атаймән. Шәрипҗан Әхмиди 1937-йили, Шихода туғулған. Униң ата-аниси әсли Қәшқәр Бәшкерәмлик болуп, биз бу темида сөзлишиш җәрянида ортақлишип қалдуқ, чүнки мениң бовамму Бәшкерәмлик болуп, мәнму йилтиз җәһәттин Бәшкерәмгиму тутишаттим. Шәрип ака даим «Әгәр Вәтиним азад болса, дадамниң юрти, Бәшкерәмдә яшап, шу йәрдә өлсәм мәйли иди» дәйтти. У өзини совет вә русийә пуқраси болсиму йәнила «мусапир» дәйтти. Әпсуски ахири униң арзуси әмәлгә ашмай, йәнила шу Москваға дәпнә қилинди. Шәрип ака, 17-авғуст күни Москвадики пәрзәнтлири, бир қисим уйғурлар вә мусулман җамаити тәрипидин мусулманлар қәбристанлиқиға дәнпә қилинди. Аллаһ ятқан йерини җәннәттин қилсун!
Шәрип ака башланғуч вә оттура мәктәп маарип тәрбийәсини Шихода алғандин кейин 1950-йилидики «хитай-совет достлуқ шәртнамиси» Сәйпидин Әзиз қол қойған Совет-Хитай Шинҗаң рәңлик метал ширкити қуруш келишиминиң роһи бойичә, Уйғур Аптонон районлуқ һөкүмәт тәрипидин башқа 4 адәм билән Москваға әвәтилип, 1955-1961-йиллири Москвадики канчилиқ институтида оқуп, оқуш пүттүргәндин кейин Үрүмчигә қайтқан, әмма 1962-йили, Совет-Хитай мунасивәтлири бузулуп, миңлиған уйғурлар билән бирликтә Вәтәнни тәрк етип, аилиси билән биргә Москваға қайтип кәлгән. Шәрип акиниң совет иттипақиға қайтип келишидики таянчиси униң рус ханими иди. У 1960-йили өзиниң савақдеши, рус қизи билән той қилған болуп, әйни вақитта уйғур яшлирида, зиялийлирида советпәрәслик, рус мәдәнийитигә һәвәс қилиш, һәтта чоқунуш күчлүк иди. Уйғурларниң нәзиридә хитай мәдәнийити өгинишкә әрзимәйтти шуниңдәк хитай сиясий җәһәттин уйғур диярини игиләп ятсиму, әмма өзиму мәдәнийәттә арқида қалған болғачқа хитай мәдәнийити уйғур диярида аҗиз вә арқидики һаләттә иди. Уйғурлар вә башқа милләтләр нәзиридә совет-рус мәдәнийити йүксәк орунда туратти. Әлвәттә уйғур яшлири үчүн бирәр рус яки татар қизи билән муһәббәтлишип той қилишму бир хил романтик туйғу берәтти. Әйни вақиттики 20 яшлиқ Шәрип акиниң Москвада рус қизиға өйлиниши романтик яшлиқ һессиятлириниң ипадиси иди халас!
Шәрип акиниң аяли Үрүмчидики совет консулханиси билән сөзлишип йүрүп, ахири улар Москваға қайтип кәлгән болсиму, әмма совет һөкүмити Шәрип акини Москвада турғузмай, Кузбас вә башқа сибирийәдики канларда ишләшкә әвәтиветиду. У, бир қанчә йил сибирийәдики канларда инженер болуп ишлигәндин кейин 1960-йилларниң иккинчи йеримида аялиниң күч чиқириши арқисида Москваға қайтип келип, Москвадики йеник санаәт министирлиқи қармиқидики көмүр кан тәтқиқат орнида ишләйду. У, көп йиллар тәтқиқатчи болуп ишләп, русийәдики көплигән көмүр канлирини пиланлаш, лайиһиләш хизмәтлиригә қатнишип, канчилиқ саһәсидики көзгә көрүнгән инженерларниң биригә айланғаниди. Әпсус, аялиму 1970-йилиниң бешида вапат болуп, кейин уйғур қизиға өйлинип, қайта аилә қуриду.

Москвадики 3 тарихий уйғур

Москвада хели көп уйғурлар яшиди. Уларниң һәммиси тарихқа пүтүлмәйдиғанлиқи тәбиий. Чүнки адәмләрниң һәммисила тарихқа йезилмайду. Бу шәһәр 20-әсир уйғур сиясий қисмәтлири, мәдәнийити вә сода-иқтисадий һаяти билән зич бағлинишлиқ болғанлиқи үчүн 20-әсирниң башлиридин таки советләр иттипақи йимирилгичә болған арилиқта уйғурлар арисида өз сиясий қисмитини бу шәһәргә бағлаш, өткән әсирниң 20-60-йиллири арисида болса тәлпүниш туйғуси мәвҗут иди. Бу шәһәр, 1920-йиллардики уйғур диярида уйғуристан җумһурйити қуруш арзусидики Абдулла Розибақийеф, Нәзәрғоҗа Абдусәмәтоф вә башқа йүзлигән уйғур милләтпәрвәр-коммунистлириниң үмидини бағлиған шәһәр сүпитидә әнә шу мәшһур уйғур рәһбәрлири қизил мәйданда вә Москва кочилирида ширин чүшләрни көрүп йүрүшкәниди. 1930-йиллардиму уйғур яшлири өзлириниң қизил мәйданни көргәнликидин пәхрләнди, һәтта Шәрқий Түркистан инқилабиниң рәһбәрлиридин бири Әхмәтҗан Қасимиму әнә шу мәйдан вә кочиларда йүргәниди…! Бу кочиларда Шәрқий Явропа, Хитай, Ветнам, Моңғулийә вә башқа әлләр коммнунистлириму маңди вә һәммиси асасән өз арзу несивесигә еришти. Әпсуски, уйғурларниң ширин арзулири күпүккә айланди! Демәк, уйғурлар кремилниң 20-40-йиллиридики Асия, дуня истратегийәсиниң қурбанлири болуш билән уйғурниң налә көз яшлири төкүлди!
Тарих 1960-йиллириға кәлгәндә икки ширин дост — Москва билән Бейҗиң бир-биригә әшәддий дүшмәнләргә айланди. Нәтиҗидә, уйғурлар йәнә Москваға көз тикти. 1960-1980-йиллар арисида совет истратегийәчилири «уйғур қәрти» ни ойниди. Шәрип ака әнә шу мәзгилләрдә Москвада яшиғаниди.
Әнә шу мәзгилдә Москвада тарихий әһмийәткә игә, йәни биваситә уйғур дияри билән мунасивәтлик 3 нәпәр тарихий уйғур зиялийси Москвада яшап из қалдурди. Уларниң бири 1912-йили, Фрунзе (Бишкәк) да туғулған, әсли теги Қәшқәрлик уйғурлардин Турсун Рәхимоф, йәни бири Ғулҗилиқ уйғурлардин Турсун Садиқоф, йәнә бир болса Шәрип Әхмиди, йәни Шәрип Әхмәдоф иди.
Турсун Рәхимоф, совет иттипақи һөкүмити, совет иттипақи компартийәсиниң 1940-йиллардин таки 1980-йилиғичә болған арилиқтики Хитай, болупму Шәрқий Түркистан, йәни Шинҗаң сиясити, җүмлидин уйғур сияситигә зич мунасивәтлик шәхс болуп, у совет иттипақи компартийәси мәркизий комитети аппаратлирида вә йирақ шәрқ иниститутида хизмәт қилди. У 1970-йилларда «хитайдики хитай әмәс хәлқләрниң тәқдири», «мавизм инсанийәткә тәһдит» намлиқ әсәрләрни нәшир қилдурғаниди.
Йәнә бири Турсун Садиқоф болуп, у Ғулҗида туғулған вә 1944-1949-йиллиридики Шәрқий Түркистан инқилабиниң қатнашқучиси вә кадирлиридин бири иди. Турсун Садиқоф, 1950-йилларда Москвада оқуш җәрянида хитайниң сабиқ баш министири Ли Пең билән савақдаш болғаникән. У, 1950-йилларниң ахиридин 1962-йили совет иттипақиға кәткичә уйғур аптоном районлуқ партийә мәктипиниң мудири болған вә шу хизмәтни ташлап аилиси билән совет иттипақиға кәткән вә кейин Москваға хизмәткә тәклип қилинип шу йәрдә яшиған. У 1960-1970-йиллар арисида Москвадин тарқитилидиған уйғурчә радио программилири вә уйғур райониға мунасивәтлик тәқтиқат ишлири билән шуғулланған.
Турсун Садиқоф атақлиқ язғучи Зордон Сабирниң 1980-йилларниң ахиридики Германийә сәпири һәққидә язған сәпәр хатирсидә тилға елинған болуп, у Москвада чүшүп өткәндә униң билән көрүшкәниди, мән у кишини шу әсәрдин билгәнидим.
Йәнә бир уйғур болса, биз бу йәрдә тохтиливатқан көмүр кан инҗенери Шәрип ака болуп, у уларниң ичидики әң йеши болсиму, лекин сиясий хизмәтләргә җәлип қилинмиғаниди.
1960-йилларда, болупму, 1969-йилидики Даманский урушидин кейин совет вә хитайдин ибарәт икки дүшмән дөләтниң милйонлиған қошунлири уруш һалитигә өтти. Москва бу мәзгилләрдә Алмута қатарлиқ җайларда Зия Сәмәди, Зунон Тейипоф, Мәрғуп Исһақоф, Йүсүпбек Мухлиси, Һашир Ваһиди һәтта Ғәни батур вә башқа көплигән сабиқ Шәрқий Түркистан инқилаби һәрбий сиясий кадирлирини топлаш һәм тәшкилләш, шуниңдәк мәхпий һәрбий мәшиқларни уюштуруш вә башқа түрлүк һәрикәтләрни елип барғаниди.
Бу вақитларда совет иттипақи уйғурларни, сиясий, мәдәнийәт, маарип җәһәтләрдинму қоллаш кәйпияти билән йәнә оттуриға чиққан болуп, Алмута, Ташкәнтләрдә уйғурчә радио, гезитлар йолға қоюлди, драма-театр, телевизийә органлири қурулди. Мәхсус уйғур тәтқиқат орунлири ишлиди вә тарих, мәдәнийәт тәтқиқат әсәрлири көпләп йоруқ көрди. Уйғур әдәбиятида гүллиниш мәнзирси шәкилләнди. Москвада йәнә бир қисим уйғур зиялийлири ишлиди вә яшлар келип оқуди. 1980-йилларниң оттурлириға кәлгәндә Москва қатарлиқ шәһәрләрдә бир қисим уйғур алимлири йетишип чиққан болуп, булар пүтүн совет иттипақи бойичә алдинқи қатардики алимлар иди. Буларниң бир қисими Москвада яшиди вә һазирму яшимақта.
Москвадики 3 нәпәр вәкил характерлиқ уйғурниң бири Турсун Рәхимоф 1980-йилларда, Турсун Садиқоф 1994-йили вапат болди. Әнә шуларниң дәврдеши, болупму Турсун Садиқофниң йеқин сирдиши болған Шәрип ака мана бүгүн ахирәтлик болди.
Шәрип ака 1920-йиллиридин 2019-йиллириғичә болған Москваниң 100 йиллиқ тарихида бу шәһәрдә әң узун яшиған, йәни 64 йиллиқ һаятини бу шәһәрдә өткүзгән уйғур иди.
Кәминә 1990-йили Москваға кәлгинимдә мәзкур 3 атақлиқ уйғурниң бири Турсун Рәхимоф вапат болғанлиқиға 4-5 йил болғаникән. Әмма Турсун Садиқоф һаят болуп, у киши биләнму бир қанчә қетим сирдашқан идим. Рәһмәтлик маңа қиммәтлик һаят тәҗрибә сөзлирини ейтқан иди. Униң пүтүн вуҗуди уйғур миллитиниң қисмитигә ечиниш вә қандақ қилип бу милләтниң қутулуши йолида издиниш билән толған киши болуп, Әлихан төрә, Әхмәтҗан Қасими, Ғәни батур, Абдукәрим Аббасофларни яхши билгәниди, 1950-йиллардики Сәйпидин Әзиз вә башқа барлиқ кишиләр биләнму яхши билишкәниди. Турсун Садиқоф ахири Москвада ишләш вә өз миллити үчүн издиниш йолини таллиғаниди.

«Шәрип ака уйғурларниң Москва дики консули»

Шәрип акиниң аилиси һәқиқий уйғур аилиси иди. Уйғурчә сөз, уйғурчә тамақ, уйғурчә пураққа игә аилә иди! Униң өйи кичик икки еғизлиқ өй болсиму, чоң сарайдәк кәң вә меһмандост, иллиқ өй иди. Алмута, Ташкәнт, Бишкәктин Москваға кәлгән һәр қандақ бир уйғур Шәрип акиниң өйидә меһман болмай кәтмәйтти. Һәтта Явропа, Түркийә вә уйғур дияридин Москваға кәлгәнләрниңму бу өйгә айиқи тәгмигәнлири аз иди. Шәрип акиниң Қазақистандин кәлгән бир дости әйни вақитта чақчақ қилип: «биз Москва да ким бар? десә биз илгири Брежнеф, кейинрәк Горбачоф бар. Йәнә ким бар десә Шәрип бар дейишимиз» дегәниди. Шерип ака Оттура Асия җумһурйәтлиридин Москваға кәлидиған атақлиқ уйғур әрбаблириниң һәммисини күтүвалатти. Униң әлбумида Зия Сәмәди, совет иттипақи Сүлһи Лутфуллин, Долқун Ясин, Йүсүпбәк Мухлиси вә башқа йүзлигән атақлиқ әрбабларниң униң билән чүшкән сүрәтлири бар иди. 1980-йилларниң ахирида 1990-йиллардин башлап, ана вәтәндин зиярәтчиләр Москваға келишкә башлиғандиму, уларни йәнила Шәрип ака күтүвалатти.
1991-йили Совет иттипақи йимирлип нурғун уйғурлар Түркийә, Оттура Асия әллиригә барди вә бәзилири тиҗарәт қилди. Йәнә көплигән уйғурлар Явропа әллиригә кәтти. Мана шу сәпәрләрдә Москвадин өтидиғанлар Шәрип акини издәйтти. Шәрип ака һөҗҗити йоқ сақчиға тутулған уйғурларни сөзлишип амал қилип чиқаратти, Һәтта 1998-йилларда йирақ шәрқтин қечип өтүп тутулған уйғурларниму қутулдурушқа күч чиқарди. У содигәрләргә тәрҗиманлиқ қилип ярдәм берәтти. Лекин у буниңдин пайда көзлимәйтти. Шәрип акада рәт қилиш, өзини қачуруш, бехийлиқ йоқ иди. Һәтта бир қисим пулдар содигәрләр униң өйидин халиғанчә чәтәлләргә телефон қилип, пулни төлимәй кетип, ахирида у бу пулни өзиниң пенсийә маашидин төлигән әһвалларму болди.
Шәрип ака дастихани кәң, әхлақ пәзиләтлик, достхумар киши иди вә «уйғурум» дегән сөз униң луғитиниң биринчи ретидә иди. Шәрипкам узун йиллар дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларниң Москва арқилиқ берип келишидики ярдәмчи болғанлиқи үчүн кишиләр уни худди уйғурларниң «консули» дәк көрәтти.

Москва дики уйғур җәмийити

Шәрипҗан Әхмиди Совет иттипақи парчиланғандин кейин, 1992-йили Москвада уйғур җәмийити қуруш үчүн һәрикәт қилип, башқа бир қисим алимлар вә зиялийларниң қоллиши билән уйғур җәмийити қурған. Кейин бу җәмийәт русийә характерлик җәмийәткә айлинип, өзи мәзкур җәмийәтниң асаслиқ рәһбәрлириниң бири һәм рәиси болғаниди.
Москвадики уйғур мәдәнийәт бирләшмисиниң сабиқ рәиси, Рәпқәт Садиқоф Шәрипҗан Әхмиди әпәндини «русийә уйғурлириниң актип рәиси» дәп атиди. Униң дейишичә, Шәрип әпәнди, йәни Шәрип Әхмәдоф нами билән тонулған бу уйғур зиялийси Москвадики уйғурларни бир ариға җәм қилиш, мәдәнийәт паалийәтлирини уюштуруш вә хитай әлчиханиси алдида лагерларни тақаш һәм хитайниң уйғурларға қаратқан сияситигә наразилиқ билдүрүш намайишлирини тәшкилләш шуниңдәк яш әвладларни тәрбийиләш ишлириға йетәкчилик қилғучиларниң бири иди.
Шәрип Әхмәдоф әпәнди көп қетим Қазақистан вә Явропа әллиридә сәпәрләрдә болуп, чақирилған уйғурлар мәсилисигә аит йиғинларға қатнашқан. 2016-йили, Москвада хәлқаралиқ уйғуршунаслиқ муһакимә йиғини чақирилишиға күч қошқан шуниңдәк йиғинда илмий доклат бәргән. Русийә агентлиқлиридин «политазия» тори, бу йил февралда Шәрип Әхмәдофниң Москвадики милләтләр сарийида бир қисим зиялийлар, сиясәтчиләр вә журналистларниң қатнишиши билән “хитайниң уйғурлар вә башқа мусулманларға қаратқан тәқибләш сиясити” мавзусида юмилақ үстәл йиғини тәшкиллигәнлики вә униңда хитайниң уйғурларни лагерларға солаш мәсилиси һәққидә сөзлигәнликини хәвәр қилғаниди.
Учурларға қариғанда Шәрип ака баш болуп, Москва уйғур мәдәнийәт бирләшмиси хитайниң уйғурларни лагерларға қамаш мәсилисидә мәтбуатларға учур бәргәндин ташқири Русийә президенти Путинғиму хәт язған. У һәтта Русийә муфтиси хитайниң лагер вә мусулманларни тәқибләш сияситини ақлиғанда, дәрһал қаттиқ шәкилдә тәндиқ йезип елан қилған. Бу Русийә мусулманлири арисида иҗабий инкас қозғиған.
Шәрип әпәнди русийәдики уйғурлар арисида хитайниң уйғурларни лагерларға қамаш сияситигә изчил қарши туруп, паалийәтләрни елип берип русийә җамаитидә уйғурлар һәққидики мәлуматларниң көпийишигә һәссә қошқан зиялийларниң бири иди. У Москвадики хитай әлчиханиси алдидики намайишқа қатнишип, өзи тәнһа намайишчиға айланғаниди.
Санкитпетербургдики уйғур мәдәнийәт вә җамаәт әрбаби Һәмраҗан Амрақ әпәнди Шерип акиниң вапатидин Русийә вә Оттура Асиядики уйғурларниң чоңқур қайғурғанлиқини билдүрди. Чүнки у Москвадики уйғурларниң барлиқ паалийәтлириниң йетәкчиси вә тонулған зиялийси иди.
Шәрип ака 6-айда Түркийәдә бир ай, арқидин Қазақистандики уйғур җамаити арисида зиярәттә болуп, алаһидә уйғур хәлқиниң тарихий қәһримани Ғени батурниң қәбрисини йоқлап дуа — тилавәт қилғаниди.
Шәрип ака вапат болуштин үч күн бурун маңа телефон қилип, мән билән узун сөзләшкән вә өз һаят тәсиратлири һәққидә тохталған шуниңдәк Америкадики уйғур зиялийси мәрһум Абликим Бақи акиниң вапатини аңлап қайғурғанлиқи вә өзиниң йүрикини оператсийә қилидиғанлиқини ейтқаниди. Демәк, Шәрип акиниң көңли туйған болса керәк, бу худди бир хошлишишқа охшайтти.

Тарим Сәргари — Шәрипҗан Әхмиди

Шерип ака йәнә тарих вә сиясий мәсилиләр тәтқиқатчиси һәм шаир иди. У «Тарим Сәргари» тәхәллуси билән рус вә уйғур тилида көплигән тарихи вә публистикилиқ мақалиләр һәмдә мәхсус уйғур сиясий дәваси һәққидики мақалилири елан қилған. Униң шеирлири лирик вә тәсирлик болуп, өз кәчүрмишлирини асас қилатти. У йеқинда өзиниң уйғур сиясий дәвасиға аит китабини йезип, торлар арқилиқ тарқатти. Йәнә нурғун әсәрлири униң қолида болуши мумкин, буларни топлап йоруққа чиқириш зөрүрдур.
Мән өзүмниң 1995-1998-йиллири арисида «Тәңри тағ» вә кейин «Шинҗаң мәдәнийити» журналлирида елан қилинған «Москва хияллири» намлиқ әсиримниң «Москвадики уйғур навайханисидики чүшлүк чай» мавзулуқ қисмида әйни вақиттики совет иттипақидики, җүмлидин Москвадики мәшһур уйғур алимлирини, мәдәнийәт вә сәнәт әрбаблири, уйғурларниң совет иттипақидики аз санлиқ милләт болсиму, әмма қазанған нәтҗилириниң алдинқи қатардики хәлқ икәнликини әсләткәнидим вә хитайниң қолидики уйғурларниң арқида қалдурулғанлиқини селиштурма қилғанидим, бу селиштурма уйғурлар арисида күчлүк тәсиратларни пәйда қилғаниди. Әнә шу Москвадики күчлүк уйғурлар арисида даңлиқ мәрһум нахшичи Мурат Насироф билән Шәрип аканиң исми бар иди. Демәк, Шәрип ака мениң «Москва хияллири» дики уйғур иди. Йәни у шу әсәрдики ахирқи уйғур болуп қалди! Шәрип ака даим «Мән намаз оқуғанда әй Аллаһ! өз миллити, өз хәлқи үчүн азап чәккән, тәр төккән, пак виҗданлиқ, кеч-күндуз вәтән вә милләт ишқида азапланған инсанларға, болупму бичарә уйғурларға яр йөләк болғин! дәп дуам қилимән» дәйтти. Бу дуа ишинимәнки һәммә уйғурға ортақтур!


Мән ахирида «әй Алла Шәрип акиға җәннәт ата қил, нур ичидә ятқини несип қил! Униң арзу-арманлири бизниң арзу-арманлиринмиздур! Уни бәҗа кәлтүрүп бәр» дәп дуа қилдим!


2019-йили, 17-авғуст, Фәйирфакис, Вирҗинийә, Америка