Қазақ алиминиң әмгәклиридики уйғур мавзуси


(с) uyguravazi.kazgazeta.kz
Бу күнләрдә тарих пәнлириниң доктори, профессор, Қазақ миллий тәбиий пәнләр академиясиниң әзаси Клара Хафизова өзиниң 80 яшлиқ тәвәллудини нишанлаватиду. Клара Хафизова — қазақ хитайшунаслиқ пәниниң асасчилириниң бири.
Мәлумки, елимиздики хитайшунаслиқ пәни Алмутидики хитай тилини билидиған аз мутәхәссисләрниң илмий паалийити түпәйли 1970 — 1980-жиллири пәйда болушқа башлиған.
Алим өзиниң илмий паалийитидә Чин-манҗур империясиниң қазақларға мунасивәтлик сәяситини, хитай дипломатиясиниң тарихини, Шәрқий вә Мәркизий Азия цивилизациясиниң өзара мунасивитини, кейинки жилларда болса, ХХ әсир тарихи һәм заманивий мунасивәтләр мәсилисини тәтқиқ қилди. У қедимий хитай тилиниң йетүк мутәхәссиси сүпитидә тарихий вақиәләрни Чин дәвриниң Хитайдики мәнбәлири асасида тәһлил қилиду. Әлвәттә, чин-қазақ мунасивәтлирини тәтқиқ қилғанда Шәрқий Түркстан территориясидики сәясий вақиәләрни, шундақла шу йәрниң йәрлик аһалиси — уйғурларни диққәт нәзәридин сирт қалдуруш мүмкин әмәс. Шу сәвәптин К.Хафизова өз әмгәклиридә уйғурларниң тарихиға мунасивәтлик вақиәләргә мураҗиәт қилған. Тонулған қазақ хитайшунас алиминиң әмгәклиридә уйғурлар тарихиниң қайси тәрәплири өз әксини тапқанлиғини ейтмастин бурун, Клара Хафизованиң илмий паалийитидә Қазақстан вә Өзбәкстан уйғуршунас алимлири билән зич мунасивәттә болғанлиғини тәкитлигән тоғра.
К.Хафизова Ташкәнт дөләт университети Шәриқшунаслиқ факультетиниң хитай бөлүмини тамамлиған. Бу бөлүм 1940-жилдин моҗут Шәрқий Түркстан бөлүминиң асасида 1957-жили қурулған. Шуңлашқа хитай бөлүмидә уйғур тили вә әдәбияти бойичә мутәхәссисләр көпләп ишләтти. Шуларниң бири — тонулған уйғур әдәбиятшунас алими Һосман Мәмәтахунов К.Хафизоваға өзбәк тилидин дәрис бәргән. У әрәпшунаслар Тельман Саттаров вә Нариман Баратов билән бир курста оқуған екән. 1969-жили К.Хафизова Қазақ ССР Пәнләр академияси Ч.Вәлиханов намидики Тарих, этнография вә археология институтиға оқушқа чүшкәндә Алмутидики уйғуршунас алимлар билән зич мунасивәт орнитиду. 1970-жилларниң башлирида Москвадики СССР Пәнләр академияси Шәриқшунаслиқ институтиниң аспирантурисида оқуватқан пәйтидә тонулған тарихчи вә партия әрбаби Турсун Рәһимов, яш алимлар Давут Исиев, Абләт Хоҗаев вә Исрайил Розибақиев билән тонушиду. Ташкәнттә оқуватқан пәйтлиридә болса, атақлиқ уйғур алими Мурат Һәмраев билән яхши тонуш еди.
Тарих пәнлириниң намзити аталғандин кейин К.Хафизова Қаз ССР Пәнләр академиясигә қайтип келип, узун жиллар давамида тарих институтида хизмәт қилди. 1986-жили Уйғуршунаслиқ институти ечилғандин кейин Қазақстан вә Шәрқий Түркстан мунасивәтлири бөлүмигә ишқа йөткилиду. 1990-жили болса, Қазақ дөләт университетида йеңи ечилған хитай тили кафедрисиниң рәһбәрлигигә тәклип қилиниду.
Уйғуршунаслиқ институтида ишләватқан пәйтидә К.Хафизова «Мәркизий Азиядики хитай дипломатияси. ХІV — ХІХ әсирләр» намлиқ тәтқиқатини тамамлиди. 1995-жили болса, мошу әмгигиниң асасида Москвадики Жирақ Шәриқ институтида докторлуқ диссертациясини қоғдиди. Һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейин алим Қазақ стратегиялик тәтқиқатлар институтида вә «Қайнар» университетида ишлиди. Өзиниң узун жиллиқ илмий тәтқиқатлири давамида алтә илмий монография вә нурғунлиған илмий мақалиларни нәшир қилди.
К.Хафизованиң әмгәклиридики уйғур мавзусиға келидиған болсақ, бу йәрдә алимниң чин дәвридики (1644 — 1911-ж.) Шәрқий Түркстан тарихи тоғрилиқ материалларни тәрҗимә қилиши билән нәширдин чиқиришини алаһидә тәкитлигән тоғра. У Чин империясиниң Мәркизий Азия хәлиқлиригә мунасивәтлик сәясити тоғрилиқ һөҗҗәтләрни илмий топламларда асасий жиққучиларниң бири болди. Уларниң дәсләпкиси («Чин империяси вә қазақ ханлиғи» ХVІІІ әсирниң биринчи йерими, ХІХ әсирниң чарәк қисми) у Уйғуршунаслиқ институтида ишләватқан пәйтидә, йәни 1989-жили нәшир қилинди. Бу топламға Чин вә Россия империялириниң мәмурий хадимлири түзгән, айрим түрк тилидики (чағатай) Шәрқий Түркстандики уйғурлар, қазақлар вә моңғоллар тоғрилиқ һөҗҗәтләр киргүзүлди. Мошу һөҗҗәтләрдә, мәсилән, 1767-жили елан қилинған уйғур содигәрлириниң қазақ даласидики вә қирғиз һәм өзбәк содигәрлириниң уйғур шәһәрлиридики сода-сетиқ ишлирини рәтләйдиған пәрманниң мәтини бар.
К.Хафизова Уйғуршунаслиқ институти һәм Өзбәкстанниң Шәриқшунаслиқ институти тәрипидин 1994-жили нәширдин чиққан «ХІV ХІХ әсирләрдики Шәрқий Түркстан, Оттура Азия вә Қазақстан тарихи бойичә хитай һөҗҗәтлири вә материаллири» намлиқ китапниң асасий муәллипи болди. Мәзкүр топлам Уйғуршунаслиқ институтиниң тунҗа мудири, академик Ғ.Сәдвақасовниң хатирисигә беғишланди. К.Хафизова китапниң киришмисидә нәшир қилиниватқан мәнбәләргә баһа берип, уларни үч топқа бөлиду. Биринчиси, Мәркизий Азиядики хәлиқара мунасивәтләр тоғрилиқ материаллар (Ойратларниң, уйғурларниң вә башқиму хәлиқләрниң манҗур тәҗавузиға қарши һәрикити). Иккинчиси, Шәрқий Түркстан ишғал қилинғандин кейин мәмурий, ихтисадий, малийә-ахча мунасивәтлири тоғрилиқ материаллар. Үчинчиси болса, Шәрқий Түркстанни егиләштики егилик ишлири, Шәрқий Түркстан арқилиқ Чин империясиниң Россия, қазақ вә Мәркизий Азия ханлиқлири билән болған чегара, сода-сетиқ, әлчилик, селиқ ишлири һәққидә мәнбәләр. Шундақла К.Хафизова тәрипидин «Цивилизацияләр қийилишишидики шәриқ дипломатияси» намлиқ топламда қазақ вә уйғурларниң манҗур империясиниң экспансияси дәвридики мунасивәтләр тоғрилиқ хитай мәнбәлириниң асасида елан қилинди.
К.Хафизова Мин вә Чин сулалилириниң дәвридики хитай дипломатиясини тәтқиқ қилип, музакириләр җәриянида регионниң йәрлик тилни пайдиланғанлиғиға алаһидә диққәт бөлиду. Униң тәкитлишичә, чин-россия мунасивәтлиридә татар тили кәң пайдилинилған. Амма Шәрқий Түркстан ишғал қилинғандин кейин «татар тили» чүшәнчисигә кәң мәна берилиду. Униңға қәшқәр (кичикбухара), уйғур тилиниң Или шевиси вә сартлар (олтирақлиқ түрк тили) қошулиду. Татар тилини мошундақ чүшиниш Чин һакимийитиниң Россия империяси билән болған музакириләрдә қәшқәрликләрни кәң җәлип қилғанлиғидин дерәк бериду. Шәрқий Түркстанниң тарихидики чин дәвридә уйғур тәрҗиманлири әмәлдарлиқ емтиһанларға киргүзүлгән һәм алим атақлирини елишқа башлиған. Амма уларға «сюцай» унванидин жуқури унван һәм алий лавазимлар берилмәтти. К.Хафизова буни әмәлдарларниң уйғурларға ишәнчиси болмиғанлиғи билән чүшәндүриду. У шундақла «уйғурлар дөләт ичидә вә Оттура Азия һәм Қазақстандики әлчилик ишлирида тәрҗиманлар сүпитидә кәң пайдилинилған» дәйду (256-б).
Клара Хафизованиң ахирқи тәтқиқатлириниң бири – «Ипәк йолидики цивилизацияләр диологи» намлиқ әмгиги Шәрқий вә Мәркизий Азия цивилизациялириниң өзара һәрикитигә беғишланған (2015-ж.). Алим бу әсәридә айрим кәсипдашлириниң хәлқимиз һәққидә һәқиқәткә уйғун кәлмәйдиған бирмунчә пикирлирини йоққа чиқириду. К.Хафизова өзиниң пикир-идеялирини дәлилләш үчүн кәлтүргән көплигән мисалларда уйғур хәлқиниң тарихиға бағлиқ қизиқарлиқ фактлар бар. Мәсилән, дипломатиядә озуқ-түлүк мәһсулатлирини пайлидиниш һәққидә гәп қилип, мону фактни кәлтүриду. Җоңғарлар Қәшқәрни бесивалғандин кейин «ханниң кигиз өйлиридә нанни уштуш әнъәниси пәйда болған». Җоңғар хани Ғалдан-Цэренниң сарийида алий тәбәқидики уйғурлар көп болған. Шу сәвәптин йоған нанларни пәтмусларда сунуш әнъәниси барлиққа кәлгән болуши еһтимал. Әлчиләргә һөрмитини көрситиш үчүн хан өзи нанни уштуп, әлчиләргә новәт билән бәргән» (233-б.).
Клара Хафизова өзи нурғунлиған шагиртларни тәйярлап чиқти һәм мошу кәмгичә уларниң паалийитини диққәт нәзәридә тутуп келиватиду. Униңдин ташқири, кәсипдашлириниң, шуниң ичидә мениңму паалийитимгә чоң қизиқиш билән қарайду. Иккимиз тәтқиқатчиларниң һәрхил әвлатлири болсақму, иккимизниң кәспий паалийәт тарихимизда охшашлиқлар көп. Иккилимиз һәрхил жилларда ТашДУниң шәриқшунаслиқ факультети хитай бөлүмидә билим алдуқ, умумий устазлиримиз болди. Шуларниң бири, Харбиндин көчүп чиққан О.Вагин еди. У бизгә хитай тилини үгитипла қоймай, қедимий хитай тилиға болған иштияқимизни ойғатти. Һосман Мәмәтахунов Клара Хафизоваға өзбәк тилини үгәткән болса, у бизгә хитай бөлүмидә иккинчи шәриқ тили болған уйғур тилини оқутти. Униң курсдиши әрәпшунас Т.Саттаров мән оқуватқан пәйттә шәриқшунаслиқ факультетиниң декани еди, кәсипдиши Исрайил Розибақиев Тан поэзияси бойичә дәрис бергән.
Клара Хафизова мениң академиялик ишимда наһайити чоң роль ойниди. 1983-жили Алмутиға келип, диплом ишим бойичә мошу йәрдики алимлардин мәслиһәт елиш үчүн Казақ ССР Пәнләр академиясигә кәлгинимдә, дәсләп учратқан адимим – Клара Хафизова болди. У хитай мәтини билән микрофильм оқуветипту. Өзәмни тонуштурғинимда маңа хитай мәтинини тәрҗимә қилип беришни илтимас қилди. У материал қедимий хитай тилида екән. Мениң тәрҗимәм униңға йеқип кәтти. Клара Хафизова мени хитай тилини билидиған, Пәнләр академияси йенидики Уйғуршунаслиқ бөлүмидә ишләватқан М.Ерзинға әвәтти. Шундақ қилип, Уйғуршунаслиқ бөлүминиң хадимлири билән тонуштум һәм һаятимни уйғуршунаслиққа беғишлидим һәм ушбу паалийитимни һелиму давамлаштуруп келиватимән.
Шәриқшунаслиқ пәниниң ветерани, йешиниң бир йәргә йәткинигә қаримай, техичила сәптә. У йеқиндила «Дала һөкүмдарлири вә уларниң дипломатияси» намлиқ йеңи китавини нәширгә тапшурди. Алимниң келәчәктә тәтқиқ қилидиған йәнә қизиқ мавзулири көп. Пурсәттин пайдилинип, кәсипдишим һәм замандишим Клара Хафизовани тәвәллуди билән сәмимий тәбрикләп, иҗадий утуқ тиләймән.

Абләһәт КАМАЛОВ,
тарих пәнлириниң доктори,
профессор.