Уйғур тебабәтчилик мутәхәссиси, мудир врач Абдулла Мәһмуд

Уйғур тебабәтчилик мутәхәссиси, мудир врач Абдулла Мәһмуд 1943- йили 6- айниң 15- күни Хотән наһийәсиниң Бағчи базири Хәлипә кәнтидә Мәһмуд ахун аилисидә дунйаға кәлгән. 1951- йилидин 1962- йили 6- айғичә диний мәктәп, башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләрдә оқуған. Кичикидин башлап униңда уйғур тебабәтчиликини өгиниш қизғинлиқи болғачқа, 1962- йили Әлламә кәнтидики даңлиқ тевип Муһәммәд ахунумға шагирт болуп, уйғур тебабәтчилик- доригәрлик илмини өгинишкә киришип, қисқиғина вақит ичидә уйғур тебабәтчиликиниң асасий нәзәрийә билимлири, давалаш усуллири вә көп ишлитилидиған дорилар билән тонушуп чиққан. Жиддий қутқузушқа тегишлик йуқири қизитмилиқ кесәлликләр, мәсилән: кезик, балилардики қизил, су чечики, меңә пәрдә йаллуғи қатарлиқ кесәлликләрни давалашта көрүлгән қийинчилиқларни йеңишни нәзәрдә тутуп, Бағчи йезилиқ шипаханиға ғәрб тебабәт илми бойичә үч ай тәрбийәләнгән. Униңдин кейин Бағчи йезиси Әлламә кәнти Хәлипә мәһәллисиниң» йалаңайағ дохтурлуқи» ға қойулған. У бир тәрәптин мәһәллә дохтурлуқи билән шуғуллинип бимарларниң дәрдигә дава болса, йәнә бир тәрәптин көп ишлитилидиған уйғур тебабәт дора өсүмлүклирини терип өстүрүп, дора кәмчил болуш мәсилисини һәл қилған. 1963- йили Бағчи йеза Соми кәнтидики мәшһур теңиқчи 86 йашлиқ Савур ахунни устаз тутуп, әнәниви теңиқчилиқ маһаритини игиләп, мәжруһ бимарларниң қарши елишиға наил болған.
Абдулла Мәһмуд кәнтниң сақлиқни сақлаш ишлири билән шуғуллиниш билән биргә, 1964- йили мәшһур тевип, » уйғур тебабәтчилик қолланмиси» намлиқ әсәрниң муәллипи Турди Муһәммәд ахунумға шагиртлиққа кирип, уйғур тебабәтчилик- доригәрлик жәһәттики билим вә тәжрибисини пишшиқлашқа киришкән. Бу жәрйанда у устазиниң хәлқ арисидә көп учрайдиған, давалаш қийин болған кесәлликләрни давалаштики өзгичә усуллирини пишшиқ игиләп, бу хил кесәлликләргә көп ишлитилидиған, үнүмлүк дора ретсеплирини топлап чиқққан. Устазиниң көрсәтмиси бойичә һумама, испиғул, гавзибан, шәһмәнзәл, бадрәнжи буйа, шомша, касинә, сузап уруқи, сериқ чечәк қатарлиқ 18 хил дора өсүмлүкини терип өстүрүп, мувәппәқийәт қазанған һәмдә наһийә, вилайәт вә аптонум райун бойичә» мунәввәр мәһәллә дохтури»,»дора терип өстүрүш нәмуничиси» дегән шәрәпләргә муйәссәр болған.
Абдулла Мәһмуд устази Турди Муһәммәд ахунумниң тонуштуруши билән 1966- йили Хотән наһийә Бағчи базарлиқ шипаханиға орунлишип, уйғур тебабәт бөлүмидә теңиқчилиқ вә тевиплиқ билән шуғуллинип, кәң бимарларниң қарши елишиға еришкән. Бу жәрйанда, у йәнә пишқәдәм тевип вә доригәр Тохтимуһәммәд һажидин дора тонуш вә пәрқләндүрүшни; Мәттурди ахундин һижамәт қойуш, хәтнә қилиш маһаритини; Гума наһийәсидики Мәхсут ахунумдин қан елип давалаш усулини өгинип, давалаш техникисини такамаллаштурған. 1970- йили Хотән вилайәтлик хәлқ дохтурханисиға Бейжиң һәрбий қисим дохтурханисидин кәлгән жуңйи тебабәт мутәхәссислиридин сөңәк — боғум кесәллики, паләч, ләқва кесәлликлирини давалаш техникисини игилигән.
Абдулла Мәһмуд дора өсүмлүклирини терип өстүрүш, дора тонуш, пәрқләндүрүш, дора өсүмлүк мәнбәсини пишшиқ билиштәк алаһидилики билән уйғур тебабәт дора әшйалири кәмчил болуш мәсилисини һәл қилиш үчүн, Хотән наһийәсиниң һәр қайси йезилиридин кәлгән уйғур тебабәт хадимлирини башлап, йол шараити начар, иссиқ — соғуқлуқ муһити интайин өзгиришчан болған Лаңру теғиниң Метиз, Сунсәлдуй, Бәтниш, Сунус, Чамбуш, Пуша қатарлиқ жайлириға чиқип, 60 хилдин артуқ от — чөп доридин 112 тағар йиғип келип, йәрлик дориларни кәң — көләмдә ишлитишкә төһпә қошқан.

1975 — йили 10- айда тебабәтчиликтә камаләткә йәткән, әл йурт арисида нами чиққан пишқәдәм тевиплар топлашқан Хотән вилайәтлик уйғур тебабәтчилик дохтурханисиға йөткилип, Хотән дийарида нам чиқарған тевип вә доригәрдин тәлим елиш арзуси әмәлгә ашқан. 1978- йили 10- айдин 1980- йилиниң ахириғичә атуш сөңәк кесәлликлири дохтурханисида мәшһур теңиқчи самсақ устамға шагирт болуп, өзиниң теңиқчилиқ маһаритини йуқири көтүргән. 1981- Йили Хотән вилайәтлик уйғур тебабәтчилик дохтурханисида сөңәк кесәлликлири бөлүми қурулғандин кейин, тайанчлиқ рол ойнап, сунуқ — чуқуқ кесәлликлиригә қошулуп кәлгән әгәшмә кесәлликләрни давалашта нәтижә қазанған. Абдулла Мәһмуд тәсликтә қолға кәлгән пайдилиқ пурсәтни ғәниймәт билип, устазлирини қәдирләп, һәр вақит берилип өгәнгән. У пишқәдәм устази Турди Муһәммәд ахунумдин» мизанитеб» намлиқ килассик әсәрни оқуш билән биллә, мәхсус әрләр танасил әза кесәлликлири, йүрәк, нәпәс кесәлликлири вә ақ кесәлни давалашни; Турди һажимдин һәзим система кесәлликлири вә терә ташқи кесәлликлирини давалашни; Иминнийаз ахунумдин давасазлиқ илмини; Ғожи Баһавудун һажидин меңә кесәллики һәм семизлик кесәлликини давалашни; Әйса һажидин йәл, қадақ туруп қилиш һәм чиқуқ кесәлликлирини давалашни; Ғопур һажидин нуқрәс кесәлликлирини давалашни; Обул ахунумдин мупасил, айаллар кесәлликлири, сифис кесәлликлирини давалашни; Әмәт һажидин хапхан, сәри, йуқири қан бесим кесәлликини давалашни; Елихан һәзритимдин томур илмини, әрләр жинсий кесәлликлирини давалашни; Аблимит Муһәммәдтин жигәр кесәлликлирини давалашни өгәнгән. Кейин йәнә уйғур тебабәтчилик алими Абдулһимит Йүсүпни устаз тутуп» теббий әкбәр» намлиқ килассик әсәрни оқуш билән биргә, томур илмини пишшиқ өгәнгән. Бундақ көп устазларниң һәр хил кесәлликләрни давалаштики артуқчилиқлирини өгиниш, Абдулла Мәһмудниң бүгүнки күндә биргә маһир, көпкә қадир тевип болуп йетилишигә чоң түрткә болған. 1987- йилидин 1994- йилиғичә Шинжаң уйғур тебабәтчилики алий техникоминиң тәклипи билән оқуғучиларға сөңәк кесәллики дәрсини өтүп, уларни әмәлий пирактика шараити билән көп учраштуруп, кәң оқутқучи — оқуғучиларниң һөрмитигә сазавәр болған һәмдә» уйғур тебабити теңиқчилиқ вә сөңәк кесәлликлири илми» дегән дәрсликни түзүшкә қатнишип, теңиқчилиқ вә сөңәк кесәлликлири бойичә из басар йетиштүрүшкә һәссә қошқан.
1994 — йили 6- айда дохтурханиниң орунлаштуруши бойичә Бүгүргә берип, 1996- йили 6- айға қәдәр Бүгүр наһийәлик уйғур тебабәт шипаханисини қуруш һәм из басар йетиштүрүш хизмити билән шуғуллинип, Бүгүрдики һәр дәрижлик тармақлар һәм кәң хәлқ аммисиниң һимайисигә еришкән.
Абдулла Мәһмуд 1996- йили 6- айда бүгүрдин Хотәнгә қайтип кәлгәндин кейин терә, сөңәк, әрләр кесәлликини давалаш асас қилинған ташқи кесәллиләр бөлүмидә ишләп, бир тәрәптин клиникилиқ давалаш хизмити билән шуғулланса, йәнә бир тәрәптин, өзиниң устазлиридин өгәнгән билим вә тәжрибилирини хуласиләп, илмий әсәр йезишқа киришкән. 2003- йили» уруқ дориларниң шипалиқ роли» намлиқ китаби нәшир қилинған. » Уйғур тебабәт хәзиниси» намлиқ әсәрни түзүп чиққан (нәшрдин чиқиш алдида турмақта). Шуниң билән биргә, » кичик балилардики баш сөңәк ажраш кесилини давалаш», » һәр қайси кесәлликләрдә көрүлидиған томур ипадилири тоғрисида» қатарлиқ он нәччә парчә илмий мақалә елан қилдуруп, кәсипдашларниң пайдилинишиға сунған.
Абдулла Мәһмудниң мол давалаш тәжрибисигә асасән, 2008- йили дөләтниң» 11- бәш йиллиқ пилан» дики пән — техникини тирәк қилиш түри » пишқәдәм тевипларниң давалаш техникисиға қарита қутқузуш характерлик варислиқ қилиш тәтқиқати» ниң обйекти қилип таллинип, униң әрләр кесәлликлирини давалашни асас қилған клиник тәжрибилиригә қарита системилиқ тәтқииқ қилиш, йәкүнләш елип берилиш асасида» уйғур тебабәтчиликидә әрләр кесәлликлирини давалаш» намлиқ қолланма түзүп чиқилди(нәшрдин чиқиш алдида турмақта).
Мудир врач Абдулла Мәһмуд һазир дохтурханиниң мутәхәссисләр амбулатурийәсидә ички — ташқи кесәлликләр бойичә кесәл көрүш билән бир вақитта, аилә шараитида кесәл көрүш, давалаш ишлири билән шуғуллинип, һәр милләт бимарлириниң сақлиқни сақлаш ишлири үчүн төһпә қошмақта.

Тәйарлиған Амрақ, Шипалар ком торбетидин елинди