Kumarajiwa-USY

Кумараҗива

Дунйадики буддизм етиқади болупму пүтүн хитай буддизим идеологийә тарихиға ғайәт зор тәсир көрсәткән Кусәнлик будда мутәпәккури Кумараҗива ,Kumārajīva хитайчә йезилиши 鸠摩罗什 милади 344-йили Кусән ханлиқи (куча) да туғулған.
Униң дада тәрәп бовисиниң исми Дарта болуп, һиндистанлиқ иди. Дадиси Кумаратан талантлиқ һәм зерәк киши иди. Кумаратан һиндистан вәзирлиридин бири болуп, мәнсәп-әмилини вә вәтинини тәрк етип, Памир тағлиридин өткәндә, Кусән хани Ақари Пак униң алдиға чиқип, иззәт-екрам билән күтүвелип, Кусән ханлиқида елип қелип, дөләт устази қилғанлиқи мәлум. Кумаратанниң һиндистанни тәрк етиши еһтимал һиндистандики Магадха сулалисиниң мунқәрз болуши, Гопта сулалиси вәкилликидики феодал күчләрниң үстүнлүк игилиши вә униң ақивәтлири билән мунасивәтлик болса керәк.
Кумараҗиваниң аниси Җива Ақари милади 324-йили Кусән ханлиқида туғулған иди. У Кусән ханиниң сиңлиси болуп, 20 йешида ханниң орунлаштуруши билән Кумаратанға йатлиқ қилинған. Демәк, «Кумараҗива» дегән бу исим һиндистанлиқ дада Кумаратан билән Кусәнлик ана Җиваниң намидин елинған.

Кумараҗива йахши аилә шараитида һәр қайси тәрәпләрдин йахши тәрбийиләңән. У йәттә йешидила аилисидин айрилип раһиб болуп, Кусәндики ханлиқ бутханисида мәшһур буддист ботушма Ақаридин тәлим елишқа башлиған. Ботушма Ақари пүтүн кусәнгә мәшһур һинайана алими иди. Кумараҗива тиришчанлиқ билән өгиниш давамида милйон сөзлүк будда мунаҗатини судәк йадлаш биләнла қалмай, мәнисини чүшәндүрүп берәләйдиған сәвийигә йәткән. Шуңа, устази уни «карамәт талантлиқ» дәп махтап кәткән.

Балисини кичикидин башлапла илим хумар қилип тәрбийилигән Җива кейинчә өзиму раһибәлик йолиға маңған. Кумараҗива тоққуз йашқа киргәндә уни елип тағ-даванлардин ешип, узун мусапиләрни бесип Кәшмиргә йетип кәлгән. Кумараҗива аз көрүлидиған талант игиси болғачқа, у йәрдиму нами чиққан.

Кәшмир хани Кумараҗиваниң даңқини аңлап, уни ордисиға тәклип қилип, өзиниң раһиблириниң униң билән будда илими җәһәттә муназирилишип беқишини буйруғанда, әмдила 12 йашқа киргән Кумараҗива өзини бала чағлап мәнситмигән рәқиблириниң һәммисини йеңивалған.
Кумараҗива Кәшмирдә үч йилдин көпрәк будда динини өгәнгән. Бу җәрйанда һәр қайси дөләтләр данишмән бала Кумараҗиваға болған һөрмитини билдүрүш үчүн йуқири мәнсәп, көпләп иш һәққи беришни тәклип қилип уни өз дөләтлиридә елип қелишқа тиришқан. У барлиқ тәләпләрни рәт қилип ана йуртиға қайтип кәлгән.
Милади 356-йили Кумараҗива аниси Җива билән биллә Кусәнгә қайтиш сәпиридә Қәшқәргә келип бир мәзгил туруп қалған. У Қәшқәрдә будда номлирини өгиниш биләнла қалмай, йәнә қәдимки һиндистанниң дин, пәлсәпә, әдәбийат, тилшунаслиқ, тибабәтчилик, илмий нуҗум қатарлиқ илимләрниму тиришип өгинип, өзиниң һәр тәрәплимә қабилийитини йетилдүргән.

Ана-бала иккиси Кусәнгә қайтип кәлгәндин кийин хан, орда әмирлири, раһиблар һәмдә авам қатнашқан катта мурасим уйуштуруп күтүвалған. Кусән хани Ақари Пак мәхсус Кумараҗива үчүн шир шәкиллик алтун путлуқ тәхт йаситип, уни рум кимхаплири билән безәп, өзи ашу орундуқниң алдида дүм йетип, Кумараҗивани өзиниң дүмбисигә дәсситип тәхиткә чиқип будда ном-сүтирлиридин тәлим беришкә тәклип қилған. Кумараҗива бу вақитта әмдила 20 йашларға киргән йигит иди.

…..

Кумараҗива 39 йешиғичә Кусән ханлиқида илмий паалийәт билән шуғулланған.

Милади 379-йили оттура түзләңлик (хитай) раһиблиридин сеңчүн, тәнчуң қатарлиқлар Кусәндә зийарәт һәм өгиништә болуп, чангәнгә қайтип барғандин кийин, Кусән ханлиқида маһайана буддизминиң қалтис ронақ тапқанлиқини, маһайана номлирини интайин пишшиқ билидиған, ғәрбий йуртқа даңлиқ Кумараҗива дәп атилидиған аҗайип талантлиқ бир әвлийаниң барлиқини алдинқи хитай падишаһи фуҗийәнгә ағзи-ағзиға тәгмәй махтап бәргән.

Шу чағларда хитай земини «16 падишаһлиқ» дәп аталған парчә һакимийәтләргә бөлүнүп, өз-ара һакимийәт талишип ички уруш патқиқиға петип қалған болуп, уларни иттипақлаштуруп, бирликкә кәлтүрәлигүдәк талантлиқ бир адәмгә бәкму еһтийаҗлиқ иди. Шуңа падишаһ фуҗийән санғуни лүйгуаңни алдиға чақиртип:
-Ғәрбий йурттики Кусән ханлиқида Кумараҗива исимлик наһайити билимлик бир өлима бар дәп аңлидим, пүткүл буддизим дунйасида тәңдашсиз камаләткә игимиш. Бу алимни қолға кәлтүрүштә қанчилик һәрбий чиқим кетишидин қәтий нәзәр, ғәрбий районға һәрбий йүрүш қилиш лазим. Шәрт, Кумараҗивани сақ-саламәт елип келиш,-дегән, кәскин тәләппузда.

Милади 381-йили (бәзи мәнбәләрдә 383-йили дәпму йезилған) фуҗийәнниң санғуни
Лүйгуаң хилланған 70 миң кишилик қошун билән Кусән ханлиқиға ләшкири йүрүш қилип, Кусән хани Ақари Пак қошунлири билән уруш қилған. Кусәнликләр һәм Кусән хани Ақари Пак Кумараҗивани қәтий қоғдиған. Шундақ қилип бу уруш бирқанчә йилға созулған. Комараҗива дөлитиниң өзи үчүн техиму көп қан еқитишини халимай лүйгуаң билән биллә кетишкә қошулған.

«Җиннамә. Лүйгваң тәзкириси» дә йезилишичә: лүйгваң қошунлири Қарашәһәр (киңит) дөлитини вәйран қилип, хәлқини қирғин қилип, Киңит хани Нилуханни тәслим қилип Кусәнгә йүрүш қилған. Кусән хани Ақари Пак наһайити қаттиқ қаршилиқ көрсәткән. Ахир лүйгваң Кусән қошунлирини мәғлуп қилип Ақари Пакни өлтүргән. Лүйгваң Кусән дөлитигә таҗавуз қилип бесип киргәндин кейин һәшәмәтлик Кусән мәдәнийитидин һәйран қалған. У Кусән дөлити хәзиниси вә хәлқини булап-талап, йигирмә миң туйақ ат, қечирға алтун, көмүш, қиммәтлик зиннәт әшйалиридин тәркиб тапқан Кусән дөләт хәзинисини йүкләп, һәр хил бағ қушлири, чалғу… ларни йүкләп, һәм сазәндиләрни мәҗбурий тутқун қилип, Кумараҗивани әсир елип Кусән дөлитидин булап кәткән. Хитай падишаһи кейин өзлири тәрипидин йеқинда өлтүрүлгән Кусән хани Ақари Пакниң қизини Кумараҗиваға мәҗбурий елип бәргән.
Шундақ қилип хитай, Кусән дөлитиниң «дөләт гөһири» болған Кумараҗивани булап, хитайниң лийаңҗуға елип кәткән.

Кумараҗива Лийаңҗуда һайатидики зор бурулушни бешидин кәчүргән. Лүйгуаң Лийаңҗуда Кумараҗиваға атап мәхсус бутхана салдуруп бәргән. (бу бутхана һазирғичә сақлинип кәлмәктә.) һәм даим униң йениға берип, униң билән дөләтниң чоң ишлирини мәслиһәт қилишқан. Кумараҗива Лийаңҗуда топтоғра 16 йил бойичә хитай тилини наһайити пишшиқ игилигән. Хитайниң қәдимки әдәбийати, пәлсәписи вә тарихини өгәнгән. Йәнә көп хил диаликитларниму өгинип хитай тили асасини пухтилиған. Бу вақитта Кумараҗиваниң намини аңлиған оттура түзләңликтики хитайниң һәрқайси ханлиқлири уни өз ханлиқиға елип кетишкә тәқәзза болуп, йилларчә бир-бирси билән қанлиқ урушларни елип барған.

Шуни алаһидә тилға елип өтүшкә әрзийдуки, инсанийәт тарихида һазирға қәдәр һакимийәт, зимин, байлиқ талишиш урушлири наһайити көп йүз бәргән. Әмма Кумараҗивани талашқандәк «адәм талишиш» урушлири наһайити аз учрайду.

Милади 401-йили 12-айниң 20-күни Кумараҗива оттура түзләңликтики хитайниң Чангән шәһригә қайтип кәлгән. Шуниңдин кейин чиң сулалисиниң падишаһи Йав Шиңниң алаһидә тәклипигә асасән, Чангәндә дөләт устази болуш сүпити билән һәр хил будда номлирини тәрҗимә-тәпсир қилиш вә шагирт тәрбийиләш ишлири билән мәшғул болған. Бу җәрйанда Кумараҗива 800 гә йеқин шагирт йетиштүрүп чиққан. Пүтүн хитайниң дини ишлирини тәртипкә селип башқуруш вә тәрҗимә аппаратиға йетәкчилик қилип, будда ном-сутүрлирини тәрҗимә қилиш, изаһлаш, дәрс өтүш хизмитини башлиған. Һәр қайси җайлардики раһибларни йиғип 800 дин артуқ кишидин тәркиб тапқан ғайәт зор тәрҗимә аппарати тәсис қилған. Шагиртлири Кумараҗиваниң йетәкчиликидә, будда ном-битиклирини тәрҗимә қилиш вә шәрһиләшкә киришип, 401-йилидин 413-йилиғичә болған 12 йил ичидә нурғун будда әсәрлирини тәрҗимә қилған.
Кумараҗиваниң зади қанчә җилдлиқ будда ном-сутралирини тәрҗимә қилғанлиқи һәққидә һәр хил қарашлар бар. Зең Йуниң көрситишичә, 32 парчә, 300 җилд, Фең Чаңфаниң көрситишичә 98 парчә, 425 җилд будда ном-сутралирини тәрҗимә қилған. Буларниң хитай тилиға тәрҗимә қилиниши өз нөвитидә будда дини мәдәнийитиниң хитай земинида омумлишишида наһайити муһим рол ойниған.

…..

У йәнә «һәқиқий аләм», «Кумараҗива тәлим байанлири», «һәқиқий һекмәткә берилиш һәққидики соалларға җаваб», «раһиб хуй йүәнниң 18 җәһәтлик соалиға җаваб» қатарлиқ иҗадий әсәрләрниму йазған.

Кумараҗива (344-413), Җиң Ти (Paramartha, 449-569), Швәнзаң (602-664) билән биллә йәнә пүткүл хитай буддизим пәлсәпә тарихидики үч чоң мутәпәккур алим, тәрҗимә-шәрһишунас сүпитидә шөһрәтләңән.
Кумараҗиваниң әң зор төһписи йәнила тәрҗимә саһәсидә өз ипадисини тапиду. У «вимала кирти сутраси», «садда һарама понданика сутраси» қатарлиқ көплигән мәшһур будда номлирини тәрҗимә қилиш билән биргә Шәрқи Түркистанниң көплигән надир тебабәтчилик рисалилириниму хитай тилиға тәрҗимә қилған. Буниңдин Кумараҗиваниң уйғур тебабәтчилик саһәсидинму хәвәрдар икәнликини вә бу саһәгә ихлас қилидиғанлиқиниму көрүвалғили болиду.

Кумараҗиваниң аниси Җива йалғуз будда илим саһәсидила әмәс, бәлки шу дәврниң тебабәтчилик саһәсидиму мәшһур тевип болған. Тарихий мәлуматлардин қариғанда, Җива «Җива бәш әза кесәлликлири тоғрисида» намлиқ әсәрни йазғанлиқи мәлум. Бу әсәр ички бәш әзаниң нормал хизмити вә уларниң нормалсизлиқидин келип чиққан һәр хил кесәлликләрниң даваси, һәр хил дориларниң нами қатарлиқлар тәпсилий йезилған. Бу әсәрни уйғур тебабәтчилик тарихидики йезилған вақти бирқәдәр бурун, мәзмуни хели мукәммәл болған тебабәтчилик рисалиси дейишкә болиду.
1902-вә 1903-йиллири Германийә експедитсийичилиридин Алберт Фон Лекок Albert von Le Coq (1860–1930) вә Алберт Гринведил Albert Griinwedel ((1856-1935 лар Турпанда елип барған қидирип тәкшүрүш җәрйанида «Җива бәш әза кесәлликлири тоғрисида» ни қезивалған. У икки китабтин түпләнгән қелин бир дәптәрдин ибарәт болуп, дәптәрниң оң тәрипи «Җива бәш әза кесәлликлири тоғрисида» дегән әсәр, тәтүр тәрипи «теббий ретсеплар җәвһири» дегән әсәрдин тәшкил тапқан.
«Җива бәш әза кесәлликлири тоғрисида» cm 13.5*20 өлчәмлик китаб болуп, кәмтүклишип кәткәчкә қанчә бәт келидиғанлиқини пәрқ әткили болмиған.

Кумараҗива милади 383-йили әтрапида аниси Җива йазған «Җива бәш әза кесәлликлири тоғрисида» намлиқ хас әсәрни хитайчиға тәрҗимә қилған. У йәнә «Җива капоста», 33 җилдлиқ «ғәрбий дийар тевиплири ейтип бәргән муһим ретсеплар», үч җилдлиқ «ғәрбий дийар әвлийалириниң муһим ретсеиплири», төт җилдлиқ «ғәрбий дийаридики мәшһур тевиплар топлиған муһим ретсеплар», төт җилдлиқ «бутсатва нагар җунаниң дора ретсиплири», икки җилдлиқ «бутсатва нагар җунаниң исриқлаш усуллири» вә 2600 җилдлиқ «һәр йәрләрдин
топланған ретсиплар» қатарлиқ тебабәт рисалилирини тәрҗимә қилған.

Булардин «Җива бәш әза кесәлликлири тоғрисида» вә «Җива капоста» дегән әсәрләр Дунхуаңдики мәхпий ном-пүтүкләр сақланған ғарда йеқинқи дәврләргичә сақланған. 19-әсирниң башлирида чәт әл експедитсийичилири тәрипидин Германийигә елип кетилгән. Һазир Германийиниң Бурс магистирлар институтида вә Лондондики һиндистанға аит материйаллар кутупханисида сақланмақта.

Йуқириқилардин шуни көрүвелишқа болидуки, Кумараҗива Шәрқи Түркистандики уйғурларниң надир тебабәтчилик рисалилирини хитайчиға тәрҗимә қилиш арқилиқ хитай тебабәтчиликигә асас салған. Шуниң билән биргә йәнә әҗдадлиримизниң әйни дәврләрдики гүлләнгән тебабәтчилик тарихини муһим тарихий пакитлар билән тәмин әткән.

…..

Дунйадики буддизим етиқади җүмлидин пүтүн хитай буддизим идеологийә тарихиға ғайәт зор тәсир көрсәткән Кусәнлик будда мутәпәккури Кумараҗива милади 413-йили 8-айниң 20-күни 70 йешида өлгән.
Кумараҗиваниң җәсәт күли чангәндики у турған савйав бағчисиға дәпнә қилинған.
Падишаһ башлиқ орда әмәлдарлири, чәтәл әлчилири, Кумараҗиваниң шагиртлири катта матәм мурасими өткүзүп униң җәситини узатқан. Гәнсу өлкисиниң Ву Вей шәһиридики шималий кочиға селинған Кумараҗиваниң бутханиси һазирму барикән.
Кумараҗива Хитай, Йапунийә, Курийиләрдә һелиму тәсирлик будда пәйласопи сүпитидә һөрмәтлиниду. Униң әсәрлири алаһидә түҗүпиләп нәшир қилиниду.

© https://www.facebook.com/memettursun.uygur