Суббота, 21 декабря, 2024
АммибабТарихУйғурлар

Kucha uyghur wangliri

Куча уйғур ваңлири билән қисқичә тонушуш

вақти:

2011-10-26 дата:  тарих-мәдәнийәт

 

Куча уйғур ваңлири билән қисқичә тонушуң

 

Куча уйғур ваңлириниң тарихи-1758-йилдин 1949-йили 9-айниң 26-күни Шинҗаң тенч йол билән азад болғанға қәдәр 11әвлад ваңниң 200 йилға еқин ни өз ичигә алиду.. Мушу мәзгилләрдә Куча уйғур ваңлири чиң сулалиси һөкүмитиниң қәдирлишигә вә йүксәк этибариға еришкән. Куча-Йәкәнни мәркәз қилған җәнубий Шинҗаң раюни идарә қилған, төвәндә бу 11 әвлад ваң билән қисқичә тонушуп өтәйли.

  1. Биринчи әвлад ваң- Мирза Һади бәг

Мирза Һади бәг(чиң сулалиси тарихнамиләрдә едүй дәп элинған) Кучаниң һакимбеги әйни вақитта униң тәвәликидә 2500 түтүн, 15 миңдин артуқ нопус бар иди. Чиң сулалисигә Чийәнлуң һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә Шималий Шинҗаңдики җуңғар ақсөкәклири топилаң көтүрди. Мирза Һади бәг тарихниң тәрәққият еқимиға маслишип, вәтәнниң бирликини қоғдашта чиң туруп, чийінлуңниң 20-йили(1755-йили) адәмлирини башлап Елиға берип, чиң с улалиси һөкүмитиниң топилаңни бастуршиға һәмкарлашти. Чийский ғдап, бөлгүнчиликкә қарши туруп, кәскинлик билән чиң сулалиси қошуниға маслишип топилаңни тинҗитишқа қатнашти. Топилаңчилар Кучани игәлливалғандин кийын Мирза Һади бәгниң аяли Рәһимә ағича билән икки оғли вә бир қизини гөрөгә еливалди. Һәмдә өч элиш үчүн униң икки оғли билән бир қизини сепилдин ташлап өлтүрвәтти. Мирза Һади бәг қайғуни күчкә в айландуруп, чиң суласиниң санғунлиридин шунде билән ярхашәнгә маслишип шу йили 8-айда Куча шәһрини топилаңчиларниң қолидин тартивалди. Кийин у йәнә чиң суласиниң әмәлдари җавхуйға маслишип Ақсуни қайтурвалди һәмдә Йәркәнгә йүрүш қилди. Мирза Һади бәг хоҗиларнни җинайитини йәрлик уйғур әмәлдарларға паш қилип уларниң қайиллиқини қолға кәлтүрди. Шуниң билән Хотән вә униңға қарашлиқ Юруңқаш, Чира, Керийә қатарлиқ шәһәрләр арқа-арқидин чиң сулалисигә бәйәт қилди. Юқирқидәк бир қатар төһпилири үчүн Чийәнлуң хан 1758-йили 7-айда уни Алтә шәһәрниң мәркизи Йәкәнгә ваң қилип тикләп, чинваңлиқ мәнсипини бәрди .

Мирза Һади бәг Йәркәнгә һөкүмранлиқ қилған мәзгилләрдә мәрипәтпәрвәр, мәрд, рәһимдил, адаләт билән һакимйәт йүргүзүп, хәлққә нурғун пайдилиқ ишларни қилип бәрди. ”Йәкән садаси“ намлиқ тарихи дастанда:

Йәкән тәбәси болубан ханға тәәллуқ,

Бәрди Мирза Һади бәгкә бәйли һакимлиқ.

Юртқа көп әдили қилурди,

Әһли илим аманида…..“

дәп тәрипләнгән. Мирза Һади бәг чийінлуңниң 43-йили (1778-йили) кесәл сәвәби билән Йәкәндә вапат болуп, Тәкәндики алтунлуқ қәбристанлиқиниң юқири тәрпидики Чилтән мазири й енидики қәбристанлиққа дәпнә қилинди.

Мирза Һади бәгниң аяли Рәһимә ағича хеним

  1. Иккинчи әвлад ваң — Мирза Осман Бейзи Һакимбәг

Мирза Осман Бейзи Һакимбәг( милади?-1788)Йәкән һакимбеги Мирза Һади бәгниң иккинчи оғли. Чийәнлуңниң 23-йили(1758-йили) чиң сулалиси қошунлири ”чоң-кичик хоҗилар“ ға җаза йүриши қилип, Куча шәһрини алғандин кейин, Мирза Османбәгниң урушта көрсәткән төһпилири үчүн уни Куча шәһридә иш беҗиришкә қалдурди.

Чийәнлуңниң 24-йили(1759-йили) униңға Кучаниң 3-дәриҗилик беги дегән мәнсәп берилди.

Чийәнлуңниң 37-йили(1772-йили)Кучаниң һакимбеги 2-дәриҗилик Тәйҗи Мирза Османбәг Бейҗиңға берип, Шинхуамен Қувуқиниң сиртидин Чийәнлуң ханға салам бәрди.

Чийәнлуңниң 40-йили(1775-йили)Мирза Осман бәг Ақсу шәһириниң һакимбеги болди.

Кийинки йили 12-айда Кучаниң 3-дәриҗилик һаким беги Мирза Осман бәг қатарлиқ 13 киши Бейҗиңға берип Чийәнлуң ханға салам бәрди. Хан уларға таҗ-тон инам қилди.

Чийәнлуңниң 43-йили(1778-йили) униң атиси Мирза Һади бәг вапат болғандин кийин, Мирза Осман бәг наиблик мәнсипигә варислиқ қилди.

Чийәнлуңниң 49-йили(1784-йили) у Бейзиликкә өстүрлүп, әҗдатлириниң орнини бесип вә уларниң мәртивисигә варислиқ қилип Қәшқәргә һаким бәг болди. Кийин Гавпуниң һөкүмәт қаштешини өз алдиға қезип сатқанлиқ әнзисигә четилип қалғанлиқи үчүн мәнсәп мәртивиси елип ташланди. Кийин Хушун бейзиси дегән мәртивигә өстүрүлди.

Чийәнлуңниң 53-йили(1788-йили) пайтәхт Бейҗиңға берип Чийәнлуң ханға салам берип қайтишида кесәл болуп вапат болди.

  1. Үчинчи әвлад ваң- Мирза Муһәммәд Һөсийин Бейзи Һакимбәг

 

Мирза Муһәммәд Һөсийин Бейзи Һакимбәг ”Куча наһийиси тәзкириси“дә, ризашаһ сетивалди

(Чиң сулалиси тарихида Муһәммәд Һәсән дәп йезилған) дәп елинған. ”Йәкән садаси “ намлиқ тарихи дастанда “Ризашаһ Сетивалди Бәйси Һакимбәг“ дәп йезилған. Чийәнлуңниң 53-йили(1788-йили) Мирза Осман Бейзи Һакимбәгниң вапатидин кейин униң чоң оғли Мирза Муһәммәд Һөсийин Бейзи Һакимбәг әҗдатлириға варислиқ қилип, Бейзилиқ мәртивиси билән Йәкән шәһригә ваң болди. Дәсләптә у адаләт билән юрт сориған. Бу һәқтә ”Йәкән садаси“ намлиқ тарихи дастанда:

 

Андин қилибан Бәйси Һакимбәг Сетивалди, адиллиқи мәшһур,

Залимға җаза бәргүчи, рәийәтни беқиң бар, ол һаким дана.

Мирдабә билән, Туңчи Ғупур, Абдушүкүрниң йоқ қилди җаһандин,

Зулмәтләрни тенч қилип, йәргә кириң бар, җәннәт аңа мәива.

 

— дәп йезилған. Ликин у кийнки мәзгилләргә барғанда, Чиң сулалиси әмәлдарлириға охшаш чериклишип, уларниң нәпсини қандуруш үчүн хәлқ үстидики селиқни еғирлитивәткән. Қимар уйнап кәйип-сапаға берилгән. ”Йәкән садаси“ намлиқ тарихи дастанда Йәкән шаирлири мундақ язиду:

 

Кәлди Кучадин булуба һаким Муһәммәд Һүсәйин бәг мирза мәнсәплири бәйсә,

Та болди һаким раван, заман, қәрз қилиң бар, пәс қилғили ғәвға.

Пәрз әйлиди, Кәшмир, Тибәт, Һинди, Хитайин мән яхши болай дәп,

Тапти оқибә(ақивәт) нәпис…лар чоң елиң бар, тапмай аңа арға.

Паний болушни билмәй, шундақ өтимән дәп ғәпләттә бу шаһ,

Йиллардин давам зулми билән орда ясаң бар, улсаддә тәтәйя.

Һәр йәрдә әгәр мәдрисләр болса баһалап сатмақни чиқарди,

Ол болса худа фаңза берип, ямбу елиң бар, әвсийәт вә әдна(ахири).

Салтаң келибан болди тавангир(бай) гаһ-гаһ соқушти,

Бу паний җаһан лули заман, паний болуң бар, та болғили шәйда.

Әдли бар иди азғинә, ликин иди пасиқ ичмәклири бақсум(шараб),

Ойниши қимар лолибазлиқ(зинахорлуқ) күч елиң бар, хәлқ ичи һувәйда.

Қәрзни түгәтмәй кирибан гүмбәз ичигә, өзи аман қалди,

Қәрзни қоюп кәтти қечип гөргә кириң бар, өлмәк һамана.

 

Мирза Муһәммәд Һөсийин Бейзи Һакимбәг давгуаңниң 4-йили(1824-йили) вәзипә өтәватқанда, Йәкән шәһридә 45 йешида вапат болди. Униң мазири кейинчә ”Бейзи Һакимбәг мазири “ дәп аталди.

  1. Төтинчи әвлад ваң- Мирза Муһәммәд Һади бәг

 

Мирза Муһәммәд Һади бәг ”Куча наһийиси тәзкирисидә“ Һәзрити Аппақ(Чиң сулалиси тарихида татлиқ дәп йезилған) дәп елинған. “Йәкән садаси“ намлиқ тарихи дастанда ”Һәзрити Аппақ Бейзи Һакимбәг“ дәп йезилған.

Давгуаңниң 4-йили(1824-йили) Мирза Муһәммәд Һөсийин Бейзи Һакимбәгниң вапатидин кейин оғли Мирза Муһәммәд Һади бәг әҗдатлириға варслиқ қилип, Бейзилиқ мәртивиси билән Ақсуға һаким болди, кейин Йәкән шәһригә һакимбәг болди. У һаким бәг болған мәзгилләрдә нурғун хәлққә пайдилиқ ишларни қилған. “Йәкән садаси“ намлиқ тарихи дастандики мону мисиралар буни испатлап турупту:

 

Андин қалибан Һәзрити Аппақ бәг һаким болди, Йәкән болуп ават,

Ол вақтида атсиз кишиләр атқа миниң бар, кәңриди дуня.

Абат қилип, чөлу баяванни көклитип, ләнгәрлири мәшһур,

Һәм мәдрисә, мәсчит, дәрәхләр йолға селиң бар, йоқ әрди зулима.

Һәр йәрдә әгәр дәштләргә сулар чиқмиса нагаһ чапти аңа өстәң,

Юрт қилмақ үчүн чөлләрни ават қилиң бар, шаһин аңа шу бар.

Алванчи бу бәг молла-қәләндәр аман әрди, қойға бөрә чапмади,

Хош, һаким… қуввәт… бәрикәт әмди билиң бар,андақ киши қайда?

 

1820-йилдин 1828-йилиғичә Җаһангир хоҗа бәш қетим топилаң көтүрди. 1826-йили 9-айниң 26-күни Җаһангир хоҗа Қәшқәр Конашәһәрни, андин кейин Йеңишәһәрни ишхал қилди. һәмдә өзини    “Сәид Җаһангир султан“ дәп җакарлиди. Һәмдә бара-бара Тарим ойманлиқиниң җәнубий четидики раюнларни чаңгилиға алди. Шу сәвәбтин Мирза Муһәммәд Һади бәг Давгуаңниң 6-йили (1826-йили) Қәшқәрдә Җаһангир хоҗиниң таҗавузчилиқиға зәрбә бериштә батурлуқ көрсәтмигән дәп, урушқа қатнашқан башқа һакимбәгләр қатарида гунаһкар һесаблинип мәнсәптин қалдурулди. Шу йили кесәл билән вапат  болди.

 

  1. Бәшинчи әвлад ваң- Мирза Исһақ(Иззақ) ваң

 

Чиң сулалиси давгуаңниң 6-йили (1826-йили) Мирза Муһәммәд Һади бәг вапат болғандин кейин униң иниси Мирза Исһақ бәг (? -1824) бейзилиқ мәртивиси билән Ақсуға һакимбәг болуп тәйинләнди.

Чиң сулалиси давгуаңниң 7-йили (1827-йили) у бейзилиқ мәртивиси билән Қәшқәрниң һакимбәгликигә тәйинләнди.

Чиң сулалиси давгуаңниң 8-йили (1828-йили) у инанчилиққа өстүрлүп, Қәшқәрниң ярдәмчи назарәтчи амбаллиқиға тәйинләнди. У чиң сулалиси қошунлириға маслишип Җаһангир хоҗини йоқитиш үчүн нурғун урушларға қатнашти. Һәмдә Җаһангир хоҗини тирик тутуп зор төһпә көрсәтти. Шуниң билән давгуаңниң 8-йили(1828-йили) бу төһписи үчүн инанчилиққа өстүрлүп, әҗдатлириниң вариси қилинип Қәшқәрниң ярдәмчи назарәтчи амбаллиқиға тәйинләнди.

У өз дәвридики билимлик, һушяр вә данишмәнлики һакимийәт башқуруш вә һәрбий илимдики юқири истидати биләнла әмәс, бәлки, өз ана тилидин башқа хәнзу, манҗу, муңғул, заңзу қатарлиқ милләтләрниң тил-йезиқлирини пишшиқ билидиғанлиқи биләнму тонулған. Шуңа у 1831-йили давгуаң хан тәрпидин Бейҗиңға чақиртилип, гугуң сарийида ханниң мәхсус тәрҗиманлиқ вәзиписигә тәйинләнгән вә көп қетим ханниң алаһидә илтипатиға еришкән. Кейин кесәл болуп қелип ханниң иҗазити билән Кучаға қайтип кәлгән. Давгуаңниң 22-йили (1842-йили) Кучада вапат болған, Кучадики көкгүмбәз ваң қәбристанлиқиға дәпнә қилинған. У һаят вақтида Султан Сутуқ Буғрахан мазири вә Йүсүп Хас Һаҗипниң мазирини ремонт қилдурған. Қәшқәр дәряси бойида кәң көләмдә боз йәр ачтуруп, териқчилиқ көлимини кеңәйткән. Челехе қорғинини бивастә йетәкчилик қилип салдурған.

 

 

  1. 6. Алтинчи әвлад ваң- Мирза Әһмәд ваң

 

Чиң сулалиси тарихида бу ваңниң исми Әмәт ваң дәп йезилған. Мирза Әһмәд ваң (?  – 1864) давгуаңниң 22-йили (1842-йили) атиси Қәшқәр инанчихани Исһақ ваңниң вапатидин кейин, униң иначиқанлиқ мәнсипигә варслиқ қилған. У чиң сулалиси Бейҗиң хан ордисиниң чйәнмен қовуқидин өтүп хан ордисиға кириш имтиязиға игә болған. Мирза Әһмәд ваң қаидә йосунлуқ, адаләтпәрвәр, һәққанийәтчил, пәзиләтлик, виҗданлиқ киши болуп, бу һәқтә Бухаралиқ Молла Абдукерим дамолламниң ”Ақаид(әқидиләр)“ намлиқ китабида нурғун тәпсилатлар баян қилинған. Туңҗиниң 3-йили (1864-йили) Куча шәһридә Машизахун(хуйзу) вә Йеңисар һаким бегиниң оғли Алла Яр бәг башчилиқида топилаң көтүрүлди. Топилаңчилар наһайити тезликтә Кучани ишхал қилди һәмдә адәм әвәтип Мирза Әһмәд ваңниң таптуруп кәлди. Шундақла уни өзлиригә баш болуп беришкә тәклип қилди. Лекин Мирза Әһмәд ваң Вәтәнниң бирликини қоғдашта чиң турудиғанлиқини, чиң сулалисигә асийлиқ қилмайдиғанлиқини билдүрүп уларниң тәлипи рәт қилди. Шуниң билән топилаңчилар уни чалма-кесәк қилип өлтүрвәтти. Бу давгуаңниң 3-йили (1864-йили) 6-айниң 6-күни еди

  1. Йәттинчи әвлад ваң – Мирза Һамут ваң

Мирза Һамут ваң Мирза Әһмәд ваңниң иккинчи оғли болуп, у 1878-йилидин -1895-йилиғичә Ақсу, Хотән вилайәтлиригә 17 йил ваң болған. Зозуңтаң Яқупбәгниң Җәнубий Шинҗаңдики һөкүмранлиқини ағдуруп ташлиғандин кейин, Мизра Әһмәд ваңниң иккинчи оғли Мирза Һамуд бәгни издәп тепип, униңға чинваңлиқ унванини бәрди вә атисиниң орниға варслиқ қилди. 1883-йили инанчиханлиқ мәртивисигә өстүрүлди. Гуаңшүниң 10-йили(1884-йили) Шинҗаң өлкә қилип өзгәртилип, Һакимбәглик түзүми әмәлдин қалдурулған болсиму, Мирза Һамут ваңниң инанчиханлиқ мәртивиси сақлап қелинди. Гуаңшүниң 20-йили(1894-йили) Куча инанчихани Мирза Һамут ваңға гуаңшү хан тәрпидин «Үч көзлүк гүллүк пәй қадалған мәнсәп қалпиқи» инам қилинди.

Гуаңшүниң 21-йили(1895-йили) у Бейҗиңдин қайтип келиветип, Ләнҗуға кәлгәндә туюқсиз кесәл болуп, давалаш үнүм бәрмәй вапат болди.

 

  1. Сәккизинчи әвлад ваң — Сирза Мамут ваң

Мирза Һамут ваң вапат болғандин кейин, униң оғли Мирза Мамут бәг гүаңшүйниң 21-йили(1895-йили) Куча ваңлиқиға тәйинлинип, игиликни раваҗландуруп, юртни гүлләндүрди. Гуаңшүйниң 26-йили(1900-йили) ханниң ярлиқиға асасән атсиниң тәйҗи инанчиханлиқ мәртивисигә көтүрүлди.

Шүәнтуңниң 2-йили(1910-йили) у Кучада вапат болуп, Куча көкгүмбәз ваңлар қәбристанлиқиға дәпнә қилинди.

 

  1. Тоққузинчи әвлад ваң — Муһәммәд Имин Шитәй ваң

Шүәнтуңниң 2-йили(1910-йили) Мирза Һамут ваң вапат болғандин кейин униң оғли Муһәммәд Имин хоҗам 49 йешида Куча ваңлиқиға тәйинләнди.

Мингониң 2-йили(1913-йили) 3-айниң 24-күни Куча инанчихани Муһәммәд Имин ваң җумһурийәткә ярдәм қилғанлиқи үчүн мәртивиси чинваңлиққа өстүрүлди.

Мингониң 3-йили(1914-йили)11-айниң 27-күни муңғул-заңзу һәйити бүйүк зуңтуңниң Куча ваңи Муһәммәд Имингә мәртивә бериш буйруқини елан қилди.

Мингониң 5-йили(1916-йили)у Үчтурпанда Шитәй ваң вәзиписидә чигра қоғдашқа мәсул қилинған. Чегра раюнниң аманлиқини сақлаш хизмитиниң еһтияҗи түпәйлидин Яң Зиңшиңниң Муһәммәд Имин чинваңни Үчтурпан наһийәсиниң қошумчә шитәйликкә тәйинләш тоғрисидики пәрманиға асасән, у Учтурпанға берип, Куча ваңлиқиға қошумчә шитәйлик һәрбий хизмитини өтигәчкә, Шитәй ваң дәп аталди. Униң Учтурпанда турушлуқ орни ”Шитәй ямули“ дәп аталди.

Мингониң 8-йили(1919-йили) 5-айниң 21-күни Куча чинваңи Муһәммәд Имингә 2-дәриҗилик “венху“ мидали берилгән.

Муһәммәд Имин ваң Үчтурпандики вақтида Чаросийә қачқунлирини пәм билән қолға чүшүрүш, шундақла Қәшқәргә берип мандарин билән бирликтә Матитәйни зияпәт үстидә пәм билән тутуш қатарлиқ моһим ишларда алаһидә рол ойниған.

У мингониң 12-йили(1923-йили) 6-айда Учтурпанда кесәл сәвәби билән 62 йешида вапат болди. Дәсләп Учтурпанға дәпнә қилинип, үч айдин кейин йәнә Кучадики көкгүмбәз ваңлар қәбристанлиқиға йөткәп келинди.

 

  1. Онинчи әвлад ваң Мәһпуз ваң

Мәһпуз ваң гуаңшүниң 22-йили(1895-йили) Кучада туғулған. Муһәммәд Имин Шитәй ваң Мәһпуз хоҗини кичикидин тартип тәрбийләп оғул қиливалғаниди. У чоң болғанда өзиниң Мәрәм хеним дегән қизини четип, күйүоғли Мәһпуз хоҗини юқириға йоллап, Кучада Тәйҗи бәг(Избасар бәг) мәнсипигә игә қилди. Муһәммәд Имин Шитәй ваңниң вапатидин кейин, мингониң 12-йили(1923-йили) дин башлап рәсмий Кучаниң чинваңлиқ мәнсипигә тәйинләнгән.  Мәһпуз ваң Муһәммәд Имин Шитәйваңниң иниси Мәхсут хоҗамниң оғли еди. Мингониң 22-йили(1933-йили) Җәнубий Шинҗаң вәқәсигә қатнишип, Хоҗинияз Һаҗи тәрпидин шиҗаңлиққа тәйинләнгән. Шу йили у манҗучә кийимлирини селип ташлиди. 1934-йили 4-айда Шиңшисәй өзиниң күчини намайән қилиш үчүн пүтүн Шинҗаң бойичә авам хәлқ қурултийи чақирди. Бу қурултайға Мәһпузваңму тәклип қилинди. Шиңшисәй уни қубул қилди һәмдә униңға қошумчә Кучаниң һакимлиқ вәзиписини өтәп беришини тәләп қилди. У 1936-йилиғичә қурултай қарарлирини актип тәшвиқ қилди вә изчиллаштурди. 1936-йилниң ахири Шиңшисәй тәрпидин Шаяр наһийәсиниң қошумчә һакимлиқиға тәйинләнди.  Мингониң 26-йили(1937-йили)10-айда Шиңшисәй тәрпидин тутқун қилинип, мингониң 30-йили(1941-йили) 8-айда 47 йешида Үрүмчидики өлкилик түрмидә биринчи түркүмдә 108 киши билән биллә боғуп өлтүрүлди.

  1. Он биринчи әвлад ваң — Давут Мәхсут ваң

 

Давут Мәхсут 1927-йили Куча наһийәсидә туғулған. 1941-йили 9-айда Шиң Шисәй дубән мәһкимисиниң ярлиқиға бинаән 14 йешида тағиси Мәһпуз ваңниң орниға Кучаниң 11-әвлад ваңлиқиға тәйинләнгән. 1942-йили 9-айниң ахиридин 1945-йили 7-айғичә Шинҗаң дубән мәһкимисиниң орунлаштуршиға асасән сабиқ Шинҗаң өлкилик 1-дарилмуәллимдә үч йил оқуған. 1946-йили ваң ордисини ремонт қилдуруш билән биллә, җәмийәттики һәр хил сияси вә иҗтимаи паалийәтләргә қатнашқан. Шу йили 11-айда Куча наһийәлик сайлам һәйитиниң башлиқи болған. 1947-йили 1-айда Кучада турушлуқ(Куча, Шаяр, Тоқсу қатарлиқ үч наһийәниң) мәркизий банкиниң муавин башлиқи болған. Униңдин кейин юқирқи үч наһийә гоминдаң пирқисиниң тәптиши, Ақсуда турушлуқ гоминдаң һәрбий қошуниниң һәрбий мәслиһәтчиси, Шинҗаң өлкилик кеңәшниң һәйити қатарлиқ вәзипиләрни өтиди.

1951-йили 4-айниң 18-күнидики наһийә бойичә ечилған һөкүм елан қилиш йиғинида Давут Мәхсут «Тарихий әксилинқилапчи» дегән җинайәт билән 20 йиллиқ җазасиға һөкүм қилинди. 1958-йили 4-айда түрмидин чиқип, Куча наһийәсигә қайтип кәлди. Һәмдә Ханиқатам йезисида деһқан, су қурулуш техника, бинакарлиқ техника болуп ишлиди. 1960-йили 6-айдин 1966-йили 4-айғичә Ханиқатам езисида рәсмий дөләт кадири болуп, йезилиқ партиком вә һөкүмәтниң тәрҗимани болди. 1966-йили 4-айдин 1979-йили 12-айғичә Оча йезисида аталмиш ”Әксилинқилапчи“ дегән қалпақ билән тартип чиқирлип қаттиқ башқурлуп, 13 йил азап-оқубәт ичидә өтти. 1980-йилдин башлап Лин Җилу хатирә сарийи асарә-әтиқиләрни муһапизәт қилиш орниних тәрҗимани болуп ишлиди. 1984 — йилдин башлап Куча наһийәлик сиясий кеңәшниң муавин рәиси, сиясий кеңәш Ақсу вилайәтлик хизмәт коммитетиниң һәйәт әзаси болди. 1997 — йилидин башлап Аптунум раюнлуқ сиясий кеңәшниң һәйәт әзаси болди.

Куча ваң ордисиниң ичидики бир қисим тарихи сүрәтләр

 

Махаллинский мәнбәси Абдукерим Эзиз язған, Шинҗаң хәлқ нәшрияти тәрпидин 2010-йили 9-й нәшр қилинған «Куча уйғур ваңлириниң қисқичә тарихи» намлиқ китаптин қисқартип йоллиғучи Лопнури.

сүрәтләрниң мәнбәси: Бәйду тори

 

Язма хәткүчи: Куча, уйғур ваңлири

Язмаһоқуқи: лопнури ға тәвә, көчүрүп ишләтсиңиз мәнбәсини әскәртиң!