Ghulja xatiriliri

Башқуруш әскәритмиси: бу язмиға admins тәрипидин надирланди (2008-04-08)

Ғулҗа хатирилири

(1856 – йилидики Ғулҗиға қилған сәпиримдин хатирә)

Чоқан Вәлиханов (Российә)

1856 – йили 1 – авғуст

Җоңгониң Борохоҗир чегра қаравулханиси –

Мәлум иш түпәйлидин Җоңго тәрәпкә өтүшкә тоғра кәлди. Қапал шәһиридин йолға чиқип Татариновниң өйидә һәмраһлиримни күтүватқинимға бүгүн алтә күн болди. Пүтүн Алатава вадисидики даванлар ичидә Сантас давинидин қалсила биз өтидиған мушу Уйгентас ( таш дөвиси дегәнлик ) давини өтүш бир аз қолайрақ даван һесаблиниду. Униң нами сан – санақсиз қазақ қәбрилиригә охшап қалидиған бир кичик қорғанниң намидин келип чиққан. Бу йәрләрдә ундақ қорғанларниң сани миңдин ашсиму, әмма буларниң ичидә Уйгентас әң даңлиқ болғачқа, пүтүн бир вада билән қошулуп, бу даванниң нами ашу қорғанниң нами билән атилип қалған. Ривайәтләрдә ейтилишичә, бу қорғанни Җоңғар ханлиқиниң қунтәйҗилиридин бири болған Сирә батур бина қилдурғанмиш.

1852 – йили полковник Ковалевиский башчилиқидики зәмбирәкләр билән қоралланған бир топ казак әскири мушу Уйгентас давинидин өткән. Биз Қосмурин қәләсидин өтүп бир едирлиққа чиқип қалдуқ. Бу Алатав тағлириниң ахириқи едирлиқлири болуп, әмди маңсақ Или тәвәсигә өтүп кетәттуқ. Едирлиқ түгиши биләнла кәң түзләңликкә чиқип қалдуқ. Алди тәрипимиздә бир түп дәрәх дәрәх әтрапида отлап йүргән атларни көрдуқ. Биз көргән ашу дәрәхниң түвигә Җоңго тәрәпниң қаравулханиси орунлашқанди. Биз қаравулханиға йеқинлишишимизға әтраптики бир төпиликкә чиқип қаравуллуқ қиливатқан бир әскәр » адәм кәлди » дәп үнлүк товлиди. Қаравулхана тамлиридин бирнәччә адәмниң тақир башлири ғил – пал көрүнүп йәнә йоқап кәтти. Бундақ явайилиқ әслидә варварларға адәт болуп мәдәнийәтлик дәп санилидиған Җоңголуқлар ундақ қилиқларни қилмаслиқи керәк иди. Биз Җоңголуқларға биһөрмәтлик қилмайли дәп алди билән алақичи әвәттуқ вә қаравулхана удулидин орун таллап қоналғу раслидуқ. Биз ишлиримизни түгитип кигиз өйлиримизгә киришимизгила қаравулхана тәрәптин манҗулар чиқип кәлди. Уларниң алдида бирси етиниң тизгинини алдиға ташлап қоюп, атни йәңгил маңдуруп гидийип келивататти. Биз уни мәртивилик лойи ( башлиқ ) болуши мумкин дәп пәрәз қилиштуқ. У бизниң чедирға еңишип кирип худди көндүрүлгән қара қушқачтәк авазини инчикә чиқирип сөзләп салам – саәтни башлиди. У алди билән бизгә «чи фәнлима ? ( тамақ йидиңларму )» деди, андин өзиниң Җаңҗүн вә мәслиһәтчи амбалға вакалитән биздин қисқичә әһвал сориди…

Һелиқи әмәлдар бирдәм һардуқини еливалғандин кейин, өзиниң манҗу икәнликини һәм Или Җаңҗүни тәрипидин бизни күтивелип, Ғулҗиға биллә елип беришқа мәсул болуп кәлгәнликини ейтти у татарчини аз – тола билидикән, шуңа у биз билән алақә қилғанда хәнзу тилиға түркий тил арилашқан бир хил қизиқарлиқ тилда сөзлиди.

2 – авғуст

Борохоҗир қаравулханисидин өттуқ. Борохоҗир қаравулханисидин таки Өсәк дәрясиғичә болған арилиқта хас қақас далида меңишқа тоғра келиду. Бу түзләңликниң бир учи Ғулҗиға тутишиду. Бу далида пакар шивақ, қара шивақ, оғри тикән дегәндәк чөл өсүмлүклиридин башқа һеч нәрсә учримайду… Биз таза чарчап, калпуклиримиз гәз бағлап кәткәндә Өсәк дәряси бойиға йетип кәлдуқ. Чүшлүк тамиқимиз пишип болғичә суға чүшүп раһәтлинивалай, дәп дәря сүйигә чүштүм. Нәдики раһәт, қанлирим қизип болалмидим, ахири аптапта иссип қалған қимизни ичип бақтим, суға арилаштуруп ичип бақтим, һәрқанчә қилипму уссузлуқумни басалмидим… Өсәк дәрясидин өтүшимизгила әтрапимиздики тәбиәт өзгириватқандәк билинди. Биз кәң кәткән бир тоқайлиққа қәдәм ташлидуқ. Оң тәрипимиздә Или дәряси, удулимизда кәң кәткән бир мунбәт тупрақ бизни күтүп турмақта иди… Бу җайдики ериқ өстәңләрниң бойлирида һәр хил өсүмлүк, зираәтләр қоюқ өскәнди. Әслидә аччиқ шивақ билән оғри тикәндин башқа нәрсә унмәйдиған туприқи начар, шор өрләп туридиған бундақ ташландуқ земинни еринмәй өзгәртип, һаятлиқ үчүн җапалиқ ишләп, хилму – хил зираәтләрни терип җан беқиватқан Җоңго деһқанлириниң ғәйритигә қарап һәйран болмай туралмайсән. Бундақ әлләрдә тәр төкүп бирәр несивигә еришимән дегән адәм алди билән дуняға Җоңголуқ болуп ярилиши керәктәк қилиду. Улар җапа чәккәндәк қилғини билән арзу қилған нәрсиләргә еришкән. Еришкәндиму наһайити еришкәндәк қилиду. Чүнки улар өзлири халиған йәрләрни таллиялайду һәм у йәрләргә халиған чағда су башлиялайду. Әслидә бу көчмәнләр ички Җоңгода тәстә игә болидиған ямғур сүйигила тайинип йәр терип териқчилиқ қилидиған аһалиләр иди. Дәл мушу әһвалларға қарап бизниң йәрлиримизни үнүмсиз дәп бир ишни башқа елип чиқалмайватқан Астирахан, Оринбуриг гобирнаторлуқиниң башқуришидики деһқанлиримиз бу йәрниң деһқанлиридин өгәнсә болғудәк, дегүмиз келиду…

3 – авғуст

Биз йол бойи кичик – кичик тоқайлиқлар, чөнәк тартилған етизлиқлардин кесип өттуқ. Ағдурулуп қоюлған йәрләр, алдираш деһқанлар учрап туратти. Биз шибә зәңги ( һәрбий әмәл нами ) турушлуқ Яркәнт, Тишқан шәһәрлирини оң тәрипимиздә қалдуруп, Ақкәнткә қарап йүрүп кәттуқ… 15 чақиримчә маңғандин кейин алдимизда бир бостанлиқ көрүнүшкә башлиди. Бу әслидә әтрапи сепиллар билән қоршалған бир кичик шәһәр болуп, йирақтин қариғанда бу шәһәр бәкму чирайлиқ көрүнәтти. Биз сепил сиртидики хәндәк үстигә орнитилған көврүктин өтүп, шәһәргә кирдуқ. Шәһәр ичи җимҗит болуп, егисиз қалған шәһәрдәк билинәтти. Һәр бир аилиниң һойлисида дәрәхләр болуп, қоюқ сайә ташлап туратти. Биз шәһәрниң бир доқмушида икки балини әгәштүрүп кетип барған бир аялни көргәндила андин бу шәһәрдиму адәмниң барлиқиға ишәндуқ. Манҗу импирийәсиниң өзгичә турмуш һалити биз учратқан бу тунҗи шәһәрдила намайән болушқа башлиди… Биз шәһәрдин чиқип үч чақиримчә маңғандин кейин тохтап кәчлик қоналғу раслидуқ. Кечичә паша чеқип түзүк ухлиялмидуқ.

4 – авғуст

Таң сәһәрдә қаттиқ урулған думбақ авази билән ойғинип кәттуқ. Или дәряси бойиға йетип барғичә йәнә нурғун егиз – пәс төпиликләрдин өтүшимизгә тоғра келәтти, шуңа әтигәндики салқинда йолни утивелишимиз керәк еди…

Қорғас дәрясидин өтүшимизгила асманни туман басқандәк болди. Бир қарисақ бир топ паша бизни қоршивалғанди. Мушундақ иссиқта өлгидәк һалға келип қалғинимизда паша учриғичә бирәр салқин җай учрисичу кашки! Раст гәпни қилсақ биз Қорғас әтрапида ашу қан шориғуч һашарәтниң қолида җан бәргили тас қалдуқ. Әслидә бу пашилар сазлиқтики қумлуқлар вә әтраптики зираәтләр арисидин туюқсиз һуҗум қилип чиққанкән. Манҗу елигә ичкириләп киргәнсери адәм олтурақлашқан юрт – кәнтләрму көпийишкә башлиди. Бу кәнтләрни қелин дәрәхләр орап турғачқа биз шәһәр көрмәй дәрәх көрдуқ десәкму болиду. Әгәр бу юртларда дәрәхзарлиқ болмай пәқәт соқма тамлиқ өйләрла болған болса биздәк һардуқ йәткән йолучиларға худди сәһрайи кәбирни бесип өткәндәк еғир туюлатти. Биз әнә шундақ гүзәл юртларниң бири болған Қорғас шәһиридин өттүқ. Оң тәрипимиздин икки чақиримчә нерида Чилпәнзә кәнти көрүнүп туратти. Оң тәрәптә көрүнгән тағниң бағрида йәнә ашундақ бостанлиқ юртлар болуп, улар солун кәнтлири вә шибәләрниң юқури, оттура вә төвән көпчан дегән намлар билән атилидиған кәнтлири иди. Қорғас мушу иқлимдики юртларниң каттиси. Или Җаңҗүни йенидики беригадиға бивастә қарайдиған шибә амбал ( җуҗуртай ) мушу шәһәрдә туриду. Қорғас шәһири бир – биридин үч чақиримчә арилиқта айрилип туридиған үч парчә бостанлиқтин тәркип тапқан. Чилпәңзә бағ – варанлири көп бир бостанлиқ шәһәр…

Биз йолдин өтүп барғанлар арисидин бир лойиниң тәхти раванлиқ мәписигә хели обдан сәп салдуқ. Бу бизниң бундақ мәпини 2 – қетим көрүшимиз иди… Мәпигә орнитилған тәхтираван наһайити ясидақ болуп, үстигә йепилған есил рәхтләр алдиға ешип, мәпә шотисиниң үстигә сайә ташлайтти. Мәпиниң чақлириму көк рәңдә сирланғанди. Мәпини икки қечир сөрәйтти. Мәпиниң алдида бир чапармән, әтрапида вә кәйнидә мулазимлар һөрмәт билән меңишатти. Биз бурун бундақ ишларни көрүп бир аз тәәҗҗүпләнгән болсақ, әмди техиму йеңи ишларни көрүп һәйранлиқимиз техиму ашидиған, бармақлиримизни чишләп, барлиқ ишларни бир Аллаһқа тапшуридиған болдуқ. Биз бүгүнки қоналғумизда пашиниң дәрдини тартмидуқ. Әтиси орнимиздин турсақ, бәдәнлиримиз еғирлишип, йүз – көзлиримиз саңгилап қалғандәк һес қилдуқ. Мән таң атқичә милтиқимни көтүрүп әтрапни кезип чиқтим, бирақ издигинимниң пайдиси болмиди. Кечичә сайрап уйқумни һарам қилған бөдүнә дегән бу бир немиләр қешимдила турса бикардинла издәп аварә боптимән.

5 – авғуст

Биз қомуш басқан, йиланлар узүп юридиған бир дәрядин өтүп, шәрқий шималға бурулуп Орда хоза дәп атилидиған бир кәнткә келип тохтидуқ вә биздин нерирақта  бир дәрәхниң тувидә мусулман (уйғур) деһқанлар қаттиқ – қуруқ нанлирини ғаҗишип олтуатти. Томузниң аптаплирида көйгәнму яки әсли рәңги шундақму Алтишәһәр түрклири ( Уйғурлар ) ниң чирайи қарамтул болуп, Афған ирқидикиләргә охшайтти. Улар башқа Оттура Асиялиқларға қариғанда виҗикрәк келиду, бурунлири түркләрниң испаһан қиличлиридәк илмәк, көзлири чоңқуррақ, калпуклири непизрәк келиду. Хәнзуларниң тәсири бу хәлқниң өрп – адәтлиригә қандақ юққан болса, чирайиғиму шундақ юққандәк көрүнәтти. Шәрқ ислам алимидә җаһанкәзди, тәқвадар, «һәқ динниң өчмәс чириқи» дегәндәк һәйвәтлик нами бар әммә, вақти кәлгәндә динниң әң кичик әмәллири тоғрисида нурғун йил дәталаш қилип ағзи бесиқмайдиған өлималарни өз мәдрислиридә тәрбийәләп чиққан Мәнсүровтәк (Хоҗа Муһәммәд Шериф – 19 – әсирниң оттурилирида Оттура Асияда пәйда болған ялған әвлия) наәһлиләр вә бир талай қази, молла дегәндәкләрни пүткүл Оттура Асияға теривәткән, нәпсанийәтчи сопи – ишанларниң пасқ һәрәмханиси, пүткүл гунаһларни мәйданиға айлинип қалған Бухарадәк бир йәрни өзлиригә мәркәз қиливалған. Ғәрбий туркистанлиқларға қариғанда, алтә шәһәрликләр қандақтур бир тәқвадарму әмәс иди һәм диний әмәлләргә анчә қизиқип кәтмәйтти.

Қәшқәрлиқләрниң яхши адәтлириниң бир аялларға толуқ әркинлик берилгәнликтур. Аяллар һәрқандақ йиғилишларға бималал қатнишалайду, һәтта аялларсиз йиғилиш болмайду десәкму артуқ кәтмәйду. Бу йәрдики таранчилар  (или уйғурлири ) му хәнзу мәдәнийитиниң тәсиригә учриған болуп, улар тамақ йегәндә чока ишлитиду, бир пөпүклүк манҗучә малхай кийиду, халас. Орда хоза бу юрттики муһим бир базар. Бу йәрдә чиң импирийәсиниң турмуш һалитиниң һәммә тәрәплири гәвдиләнгән дейишкә болатти. Бу базарда ашпузулларму аз әмәс, һәр хил, һәр яңза кийингән чәнпәнләр (ичкиридин йөткәп чиқилған сүргүнләр) қәдәмдә бир учрап туриду. Йолларда һарвиларниң меңишидин пәйда болған топа – чаңлар бесиқмайду. Чекәрмәнләр вә базарчилар ашпузулларниң алдиға қоюлған орундуқларда олтуруп чай ичишиду яки ғолпияз, муч дегәндәкләрни арилаштуруп һозурлинип олтуруп бир нимиләрни йейишәтти.

6 – авғуст

Биз кәч саәт 7 дә Ғулҗиға йетип кәлдуқ. Ғулҗидәк бундақ зиминға адәм йөткәп келип орунлаштуруш, бизниң рослиримизниң хиялиға һәргиз кирип чиқмайтти. әмма манҗулар җапа – мушәққәттин қорқмай, бундақ мүшкүл ишни әмәлгә ашурғанди. Бу йәргә нурғун аһалә көчүрүп келингән болуп, булар Или тәвәсидә сәккиз шәһәр вә бир қанчә он кәнт бина қилғанди.

Ғәрбий юрттики чегра қоғдиғучи қисимларниң һәммисидә шибә вә солун әскәрләр бар. Солунлар манҗу ханлиқи җоңғарийәни беқиндурған ашу йилларда шәрқий шималдики өлкиләрдин көчүрүп келингән. Шибәләр болса кейинрәк йәни Қәшқәр тәрәпләрдики қозғилаңлардин кейин ярдәмчи күч сүпитидә елип келингән. Шибә вә солун қисимлири Ғулҗиниң шималидин тартип Или дәрясини бойлитип таки чегра понкитлириғичә җайлағтурулған. Уларни Илидики бир биригада генерали башқуриду. Хуҗуртай дегинимиз шибәләрдин қоюлидиған полк командири дәриҗилик бир әмәлниң нами. Шибәләр билән солунлар сәккиз полкқа бөлүниду. Һәр бир полкни көк қуббә мунчақлиқ қалпақ кийидиған зәңгиләр башқуриду. Солунлар Ғулҗиға йеқин җайда туриду, шибәләр болса тағ бағрилириға маканлашқан. Бу хәлқ манҗу импирийисиниң әтиварлиқ җәңчилири болуп, уларниң муқим һәрбий вәзиписи бар… Уларниң қазақ вә моңғуллар билән алақиси қоюқ болғачқа, роһи һалити көтүрәңгү вә җушқун…

Бизни Ғулҗиға консул өзи башлап кәлди. Биз Сайрам көли әтрапидики тағларда моңғулларниң қалмақ, чахар вә турғавут қәбилилириниң яшайдиғанлиқини билдуқ… Биз бу бир күндә 50 чақиримчә йол маңғандин кейин йерим кечидә Ғулҗидики сода базириға йетип кәлдуқ. Чегра содиси елип бериш үчүн 1852 – йили руслар Ғулҗа билән Чөчәктә сода базарлирини қурғанди. Шу чағда манҗулар базар қилидиған йәрни Сарбулақниң у тәрипидики ташландуқ йәрдин көрситип бәргәнди.

 

 

7 – авғуст

Биз илгири Җаңҗүнниң Ду Лойи исимлик һәрбий әмәлдари арқилиқ әвәткән совға – саламлирини қобул қилғандуқ. Бу қетим бизниңму уларға җавабән совға – салам беришимизгә тоғра кәлди. Бу ишқа мәсул болған манҗу әмәлдар совға – саламлиримизни қобул қилишқа җүрәт қилалмай тохтап қалди вә Җаңҗүндин қайта иҗазәт елип кәлгәндин кейин, андин бизгә Җаңҗүн билән мәслиһәтчи амбалниң совға – саламларни қобул қилишқа тәйяр икәнликини, руслар билән манҗу ханлиқиниң дост әлләр икәнликини баян қилишти. Ду Лойи бу гәпләрни дәп болуп икки қолини пишанисигә апирип җупләп бизгә тазим биҗа кәлтүрди. Шундақ қилип у көңлидикини әмәлийәттә көрсәткәндәк қилди.

 

8 – авғуст

Биз төт тамниң ичидә олтуруп қилидиған бирәр ишимиз болмиғачқа таза зериқтуқ. Бүгүн чүшлүк тамақта консул бизниң Бейҗиңда оқуп билим алған кишилиримиз тоғрисида гәп ечип қалди. Бейҗиңдики рус әлчилири билән 18 йил биллә болған Каминиский дегән киши чечини чүшүрүп раһип болғанкән. Каминиский Бейҗиңға қарап йолға чиққан күндин башлап күндилик хатирә йезип маңидикән, у язған хатирилирини кичик бир қапқа селип сақлайдикән… У йәнә бош вақитлардин пайдилинип хәнзуларниң Йин – Яң ( мусбәт вә мәнфи ) дәп атилидиған дуняға тунҗи болуп яралған әр – аял һәққидики тунҗи диний дирамиси һәққидә издәнгәнкән. У дирамидики » Йин нахша ейтса, Яң уссулға чүшәр, Йин – Яңлар хошал болуп чәксиз һозур һалавәт сүрәр » дегән нәзмилирини тәрҗимә қилғанкән. Йәнә бир алим Иякиниф әпәнди болса Амиросийәниң никаһсиз аялидин туғулған балиси. Иякиниф 26 йешида архимандирт болған. У турмушта шаллақрақ болғачқа, дадиси Амиросийә уни чәтәлдә турса түзүлүп қалар, дәп ойлап, Бейҗиңға әвәтипту. У шуниң билән нам – мәртивидин айрилип, Бейҗиңдики Волоколамиски мунастирида 5 йил турғандин кейин, барон Шиллиңниң ярдимидә мунастирдин бошап, Қияхтаға қайтип келип, диний тонини ташливетип, адди пуқраға айлинипту. Иякиниф Бейҗиңда хәнзучини пишшиқ өгәнгән вә әсәрлиридә кәлтүргән пакитлар чиң һөкүмитиниң рәсмий сөһбәтлиридин елинған…

 

9 – авғуст

Калиновиски ( 1856 – йили Ғулҗидики рус консулиниң катипи болған киши ) » Ақсуға барғинимда бир хәнзуниң күндилик хатирисини оқудум » дегәнди. Униң хатирисидә » Йүән сулалиси тарихлирида моңғуллар қипчақларниң юртлирини бойсундурған, дейлгән, ундақта Йүән сулалисиниң бойсундурған юртлириниң бири җәнубтики Йәттә шәһәрниң бири болған Ақсу шәһиири икәнликидә гуман йоқ » дәп йезилған. Бүгүн чүшлүк тамиқимизда белиқ йидуқ. Или дәрясиниң биз тәрәптики бөликидә бу хил белиқ учримайтти. Белиқчиларниң ейтишичә, Или дәрясиниң юқури еқимида бундақ белиқларни тапқили болидикән.

Әмди йемәк – ичмәк әһвали тоғрисида тохтилип өтәйли: бу йәрдә гөш әрзан болуп, кала гөшиниң бир қадиқи төт тийин күмүш, қой гөшиниң бир қадиқи бәш тийин күмүш пулға сетилиду. Биз тәрәпләрдә Голландийә тохуси дейилидиған тохуларни бу йәрдә хәнзу тохуси дәйдикән. Бу тоху адәттә 10 қадақ келидикән. Тумшуқиниң үстидә йәнә бир кичик қизил қаңшири бар Бейҗиң ғазлириниң гөши тәмсиз һәм қаттиқ келиду. Өрдәклири бизниң өрдәклиримиздин анчә пәрқләнмәйду. Мивә – чевиләрдин бу йәрдә шаптулниң үч хил сорти бар. Бир хили алмидәк чоң болидиған түклүк шаптул, иккинчи хили қизғуч парқирақ һәм кичик келиду. Үчинчи хили япилақ шаптул болуп, бәкму йийшлик. Бундақ татлиқ шаптул һәтта Бейҗиңдиму өсмәйду. Буларниң ичидә йоған түклүк шаптул дегинимиз башқа шаптулларни улаш арқилиқ йетиштүрүлгән сорт болуп, тәми кейинки икки хилдәк татлиқ әмәс. Нәшпүтлири наһайити яхши. Бәргә амут дәп атилидиған бир хил амут түри болуп, униң тәми бизниң нәшпүтлиримизниңкигә йәтмәйду. Ғулҗида алма көп болсиму, бирақ тәмини бәк яхши дәп кәткили болмайду. Нәшпүтлири бәк тәмлик болуп, Франсийәниң нәшпүтлиригә охшап қалиду. Анар наһайити аз учрайду. Алучилар бағларда яки далиларда июл ейиниң кириши билән пишип болиду. Үзүмниң сортлири бәк көп. Ақ сайва, мунақи үзүм, аччиқ – чүчүк пишидиған қара үзүм йәнә һәр хил үзүмләр бар ушшақ болидиған қара үзүмләрму учрап туриду. Бу йәрдә йәнә сериқ қоғун билән Қәшқәрниң пурақлиқ қоғунлириму бар. Йәнә көк қоғун, қишлиқ ақ қоғун дегән сортлириму бар. Қишлиқ қоғунларни келәр йилниң март айлириғичә сақлисиму бузулмайду һәм бундақ қоғунларни башқа җайларға йөткисиму һечнәрсә болмайду. Тавузлири сәл сағуч рәңдә болуп анчә тәми йоқ. Әслидә қипқизил чиқидиған тавузларға бу йәрниң туприқи хил кәлмигәчкә, сарғийип қалған болуши мумкин. Тәрхәмәклири узун – узун болуп чүшиду. Бирақ уни тузлап хам сәй қилғанда, рәңги сағуч көрүниду. Йөгимәч оттәк ямишип өсидиған картопниң түпи йоған болиду. Бадана тәми картопқа охшиғини билән хели тәмлик.

 

10– авғуст

Бүгүн рус содигәрлири билән сада алақиси бар бир хәнзу бизни издәп кәлди. У русчини аз — тола билсиму хәнзулардәк аһаңини димақтин чиқирип сөзләйтти һәм бизниң гәплиримизни хатириләп маңатти. Бу хәнзуға бизниң ечип япқили болидиған кичики бир әйникимиз йеңилиқ туюлди болғай уни қолиға елип алди – кәйнигә синчилап қарап махтиди. Мән униңға әгәр бу әйнәкни яқтуруп қалған болсаң елип кәт, дегәндим, у тәкәллуп қилғандәк қилип маңа, көңлиңиз түз адәмкәнсиз, дегәндәк яғлима сөзләрни қилишқа башлиди. Мәнму униңға җавабән адәт бойичә көкси – қарниңиз кәң, чиқишқақ адәмкәнсиз дәп җавап қайтурдум.

 

 

11 – авғуст

Бүгүн икки тәрәпниң сөһбити рәсми башлинидиған күн. Манҗулар биз учүн хилму хил таамларни тәйярлиди. Ашпәзләр тамақни көз алдимиздила тәйярлап бизгә өз һүнәрлирини көз – көз қилишти. Буниң үчүн улар хоҗайинлиридин инам алатти. Бу таамларға нимиләрниң қошулғанлиқини бир худаниң өзи биләтти. Уларниң әң исил тамиқи болған чошқа гөши, каракатсия дәп атилидиған бир хил деңиз мәһсулати вә өмүчүккә охшап қалидиған қурутлар қорулғанди. Йәнә самса, өрдәк гөши дегәнләрму туратти. Бу таамларға пияз билән лазиниң арилашмисини қуйған болғачқа, пуриқи димаққа урулуп туратти. Мениң миҗәзим таза яхши болмиғачқа бу таамларни ағзимға бир талму салмидим.

 

15 – авғуст

Мушу күнләрдә чишим ағрип қаттиқ қийнилип кәттим. Ахири амал болуп қалар дәп хәнзу тивипларға көрүнүп бақтим. Улар маңа дора дукинидин ақ парашокқа охшайдиған дора билән бир хил пурақлиқ от чөпниң йопурмақ – йилтизлирини әкилип беришти. Бирақ бу дорилар чишимниң ағриқини тохтиталмиди. Маңа дуняда чиш ағриқидинму яман ағриқ йоқтәк билинип кәтти дәрдимни өзәм билимән. Түнүгүн биз Ғулҗа шәһиригә ат билән кирип чиқтуқ. Алдимизда бирәйлән йол башлап маңди. Сарбулақ җилғисидин чиқишиизғила оң тәрипимиздә һәйвәтлик мавтинша имарити, сол тәрипимиздә қәбристанлиқ көрүнүп туратти. Өлгәнләр үчүн қәбрә қатурушқа җай таллашта дуняда хәнзулардәк әстайидил иш қилидиған хәлқ болмиса керәк. Пакар – пакар хәнзу қәбрилири бизниң сода базиримиз әтрапидиму, йоллардиму учрап туратти, мусулманларму айрим қәбристанлиқ бина қилип, әтрапини там билән қоршап, икки йәрдин дәрваза қоюпту. Мусулманларниң қәбрисиму өзгичә: қәбригә қурандин елинған айәтләр йезилған қәбрә бешиға ай сүрәтлик бәлгиләр қадалған болуп, бәкму һәйвәтлик вә чирайлиқ көрүниду. Қәбристанлиқ қоюқ орманлар билән қапланған болғачқа, бир бағчиға охшап қалиду. Шуңа шәрқ әллиридә кишиләрниң топлишип зиярәт қилидиған җайи қәбристанлиқ болуши әҗәплинәрлик әмәстәк қилиду.

Бу йәрниң базири бизниң базарлардәк бир кәң мәйданға бина қилинған әмәс. Базарлар кочиға охшайду, коча бойидики аилиләрниң кәйнидә һойла – арам бар, алди кочиға қарайду, бу һаләт биз тәрәптики аилиләрниң тәтүриси десәкму болиду. Базарда һәрхил адәмләр учрап туриду. Узун йәктәк кийивалған дөләтмән содигәрләр, қапқара сақаллиқ  сәллә йөгивалған Әнҗанлиқлар ( Оттура Асиялиқлар ), қара көз, илмәк бурун, ақ көйнәклик Қәшқәрлиқләр һәммиси бар. Бу базарда учисиға узун чапан кийивалған бир таранчи ( җәнубтин йәр териш үчүн кәлгән уйғурлар ) сетивалған пичип тавузини һозурлунуп йемәктә. Униң чирайи негирниң чирайидәк қапқара, чишлири мәрвайиттәк апақ иди. Қапақлири ишшип кәткәндәк көрүнидиған газир көз манҗулар, көзлири қисмақ, лиғилдап туридиған непиз ақ көйнәк кийивалған хәнзулар, белини чиң бағливалған, теридин тикилгән тумақ кийгән, путиға терә йөгивалған моңғуллар дегәндәк һәр хил ирқтики кишиләрниң һәммиси тепилиду. Қарисиңиз һәммә адәм алдирштәк  бирәр ишниң һәләкчиликидә чепип йүргәндәк қилиду. Йипқа өткүзүп көтүрүп йүргән ярмақ пулларниң җириңлиған авазлири аңлинип туриду. Йолларда кишиләр ғаңзиларда бир нимиләрни чекишип, күлүшүп бир – биридин әһвал сорашқандәкму қилишиду… Бизниң бу йәргә келишимиз базарчиларни һәйран қалдуруп ғулғула пәйда қилди. Тәрәп – тәрәптин » олус, олус » дәп товлиған авазлар аңланди. Бәзиләр техи йенимизға келип, үсти башлиримизни силап беқишти. Техи мән, бир көчмәнниң кийимлиримиздики изнак – бәлгилиримизни көрүп һәмрайиға: қарап бақә, орус лойиниң кийимлиридики ямақлар немә дегән көп, дегинини аңлап қалдим. Биз кочиларда ханим – қизлар олтурған мәпиләргә учридуқ. Мәпидики йүзлиригә апақ упа сүрүп, ләвлирини қизартивалған назинин хенимлар бизгә тикилип қарап, йүзлирини йәлпүгүч билән мәнилик йәлпүп қоятти. Бәзилири туюқсиз каккуктәк қақақлап күлүп кетәтти һәтта чечиға қисивалған гүлләрниң чүшүп кәткининиму сәзмәй қалатти. Булар ханлиқтики » шәһәрниң апәтлири » дәп нами чиққан сәтәңләрниң бир хили болуши мумкин. Биз бир дуканға кирдуқ. Дукандар бизни обдан қарши елип орундуққа тәклип қилди. Дукан ичи хели пакиз иди. Тамға бир қанчә әйнәк вә узун сақаллиқ бир амбалниң сүрити есиқлиқ турупту. Йәнә бир тамда әтрапи зиннәтләнгән, һөснихәт чүшүрүлгән манҗу йезиқидики ләвһә есип қоюлупту. Йәнә бир тәрәпкә қалпақ, чилим, һесабат дәптири дегәндәк нәрсиләрни есип қоюпту. Дукандар бизни наһайити чоң иззәт – икрам билән күтүвалди. Кәйни – кәйнидин тамаққа зорлап турди, һәтта һелиқи » шәһәрниң апәтлири » дәп нам чиқарған сәтәң хенимларниму чақирип кәлмәкчи болди. Хәнзулар арисида мундақ сәтәңләрсиз меһмандарчилиқ болмайдикән. Бундақ сәтәңләр үч тарилиқ ғиҗәклирини челип, сизгә нахша ейтип бериду. Бу арқилиқ роһиңизни көтүрүп, көңлиңизни ечип, сизни өзигә рам қилмақчи болиду. Сизни тамаққа тәклип қилған болуп апақ қоллирини бойниңизға гирәләштүрүп сизгә ялвуриду. Бу чағда уларниң гүзәл рухсариға қарап сиз һәргиз яқ дейәлмәйсиз. Улар техи тамақ үстидә оюн чиқириду, оюнда утулуп қалғанлар һарақ ичиду. Бундақ оюнлар биз үчүн йеңилиқ болсиму, бирақ биз уларниң тәлипини қобул қилмидуқ. Чүнки бизниң базар айлинип қилидиған ишимиз техи түгимигәнди. Биз туралғумизға қайтиш йолида ашпузулларниму айлинип чиқтуқ. Кишини һәйран қалдуридиғини шуки, бу йәрдикиләрниң һаяти худди қәдимқи римдики сәргәрдан пуқраларға охшаш далида вә йолларда өтидикән. Улар күн бойи базарларда лағайлап юридикән. Бир ярмаққа игә болса, қорсиқини беқип, нәдә кәч болса шу йәрдә түнәйдикән. Әгәрдә бундақ әрзанчилиқ болмиғанда, бу әлдики намрат — йитимләр ачлиқтин өлүп түгигән болатти. Адәмму шунчә көп, шунчә көп адәмниң һәммиси ишләмчи, әпсус, бундақ көп адәмгә нәдә иш. Шунчә ишләмчи бикар йүргән, бу йәрдә әмгәкниң һеч қиммити йоқ. Биз тәрәпләрдә 300 сомға салдурғили болидиған өйләрни бу йәрдә 100 сомға салдурғили болиду. Биз тәрәпләрдә сизниң бир қачиңиз сунуп кәтсә ташливетисиз, әммә бу йәрдики кишилиәр уни қайта қадитип ишлитиду. Мән үсти – үстиләп қадақ салдуруп чаплап ишләткән бир қачини көрдүм. Буни қадап чиқиш үчүнму бир қанчә күн вақит исрап болатти. Бизләр бундақ идишни бикарға бәрсиму алмаймиз һәм чаплатқилиму апирип бәрмәймиз, чүнки бундақ қачиниң баһасиму 20 тийиндин ашмайду. Яз пәсли йетип келиши билән көчмән хәнзулар териқчилиқ ишлирини башливетиду. Улар ялаң аяғ, ялаң баш болувелип ишләп, халиған йәрдә йетип – қопуп йүриду. Бирақ қиш пәсли улар үчүн бир дозақ. Чүнки бу йәрниң һаваси ички Җоңгониңкигә охшимайду, қишта қар, соғуқ, шивирған һөкүм сүриду. Қишниң қәһритан соғуқлирида нурғун көчмәнләр тоңлап қар астида қалиду. Әтияз келиши билән нурғун җәсәтләр Или дәрясиға ташливетилиду яки черикләр тәрипидин тепилған җайиға көмүветилиду. Хәнзу қәбрилириниң муқим бир йәрдә болмай, у йәр бу йәрләрдә көзгә челиқишидики сәвәб мана мушу.

 

 

18 – авғуст

Йеқинда иккинчи қетимлиқ сөһбәт өткүзүлди. Җоңголуқлар ат қоюшқа наһайити уста хәлқ. «Мандарин» дегән сөз бизгә португалийәликләр арқилиқ киргән. Әмма бу сөзниң хәнзуларниң қайси сөзидин елинғанлиқи намалум. Манҗу ханданлиқида аһалиләр мин, чен дегән икки гуруһқа айрилған, «мин» дегән адди пуқраларни көрситиду, «чен» дегән падишаһниң әмәлдарлири дегәндәк бир мәнигә игә.

Или шәһири йәни мусулманлар Ғулҗа дәп атайдиған бу шәһәр Или вилайитиниң мәркизий шәһири һесаблиниду. Пүтүн Шинҗаң йәни Или, Тарбағатай вә Йәттә шәһәрләрму Ғулҗиға қарайду. Өлкидики баш гобернатор вә барлиқ қисимларниң баш қомандани Җаңҗүн дейилиду. Униң йенидики муавини вә мәслиһәтчиси мәслиһәтчи амбал дейилиду. Тарбағатйдиму бир гобернатор ( окурдай ) қоюлған. Илида манҗу һөкүмити билән биллә йәрлик һакимбәгләрму бар. Кона Ғулҗа дәп атилидиған мусулманлар шәһирини һакимбәгләр башқуриду. Алтә шәһәрдики һәрқайси шәһәрләрниң өз һакимбәглири бар. Уларниң бирсигә ваңлиқ нами берилгән. У Һакимбәг әйни чағда манҗуларниң җаһангир хоҗини йоқитишиға төһпә қошқан Исһақ дегән кишиниң әвлади икән. Турғавут моңғуллирини манҗу әмәлдарлири башқуриду, әммә уларниң арисида әвладтин – әвладқа мирас қалидиған ваң отуғатини алған қәбилә башлиқлири вә мустәқил әл сораш һоқуқиға игә қәбилә башлиқилириму бар Или аһалисидин әсли бир болған йәрлик мусулманлар, қәшқәрликләр, таранчилар, хәнзулар вә манҗу әмәлдарлири шәһәрләрдә туриду. Шибәләр билән солунлар һәрбий вәзипә өтәйду. Чахар моңғуллиридин айрилип чиққан қалмақлар Сайрам көли әтрапида, ойратлардин чиққан қәбилилиәр болса Текәс әтрапида яшайду. Ғулҗиға мусулманлар ( уйғурлар ) ашу җоңғарлар дәвридә ашлиқ теритқузуш үчүн көчүрүп келингән болуп, улар әң дәсләп кона Ғулҗиға келип олтурақлашқан. Шибә вә солунлар манҗурийәдин көчүп кәлгәнләр болуп, солунлар  дағурлар билән манҗуларниң арисидин чиққан бир хәлқ. Шибәләр болса манҗулар билән солунларниң арисидин чиққан хәлқ. Бу хәлқләр манҗу ханлиқи бу юртларни әл қилған чағларда көчүп чиққан.

Таранчилар Алтә шәһәр тәрәптин көчүрүп келингән деһқанлар, улар йәр терип әскәрләрни ашлиқ билән беқиш вәзиписини үстигә алған, һөкүмәт уларни сапан, боқуса, өкүз қатарлиқ деһқанчилиқ лазимәтликлири билән тәминләп туриду, уларниң һали толиму хараб. Қалмақлар һәрбийләр үчүн ишләйдиғанлар болуп, чегрида қаравулханидики әскәрләрниң атлирини бақиду, Илидики хәнзуларниң бир қисми сода – сетиқ үчүн кәлгән тиҗарәтчиләр, бир қисими вақитлиқ туридиған һүнәрвәнләр, йәнә бир қисми бирақла көчүп кәлгән аһалиләр һесаблиниду. Бирақла көчүп кәлгәнләр чәнпәнләр дейилиду, улар кәнтләрдә олтурақлишип, канларда ишләйду яки һәр хил ишларни қилиш үчүн шәһәрләрдә яшайду. Улар җандин тойған бир топ сәргәрданлар болуп, даим җидәл – маҗира чиқирип туриду. Өткән йили қишта Ғулҗида чәнпәнләр топлишип исян көтүрмәкчи болғанда, манҗулар билип қелип, әскәрләрни ишқа селип, миңдин ошуқ чәнпәнни қирип ташлапту. бБу қирғинчилиқта уларниң йерими дарға есилипту, бир қисмини дәряға ташлап өлтүрүпту, йәнә бир қсими җәнубқа қарап қечип қазақ далиси билән чегрилинидиған Қалқан теғиға қечип беривапту. Улар һазирму шу йәрдә мөкүп йүргидәкмиш. Бу әлдә йәнә хуй – хуй дәйдиған бир мусулман хәлқ бар, улар буниңдин 300 йил бурун хәнзу елигә киргән түркләрниң әвлади, улар һазир өз миллий алаһидиликлирини йоқатқан болуп, хәнзучә кийинип хәнзучә сөзлишиду, бирақ өз алдиға мәсчит селип, намаз оқуп, диний әһкамлар бойичә иш қилиду, мәсчитлирини бутханә шәклидә салиду һәм мәсчитниң вивискисини хәнзучә йезиқта язиду, уларниң ахун дәп атилидиған өз моллилири бар, улар Худани Аллаһ демәй Фоя дәп атайду, Муһәммәт Әләйһисаламни Мәймәйти дәп атайду. Җоңго тарихида хуйху, хуйхур, хуй хуй дегән намлар билән атилип, кейин Алтә шәһәрниң асаслиқ аһалиси болуп шәкилләнгән бир хәлқ бар, шәрқ мәнбәлиридә бу хәлқни уйғур дәп атайду, һазирқи Алтәшәһәр хәлқини манҗулар чәнту дәп атайду, бу сөзниң әсли мәниси бешиға сәллә йөгивалғанлар дегәнлик болиду. Уйғурлар түркий тилларниң уйғур деалектида ( килапрот дегән киши уйғур деалекти дегәнни оттуриға қойған ) сөзлишиду. бу тил түркий тилни асас қилиғини билән йәнә мәлум җәһәттин охшашмайду. Уйғур тилида моңғулчә сөзләр көп, тибәтчә сөзләрму аз әмәс, бу тилниң гирамматикилиқ өзгиришлири вә гәп қилғанда мәлум болидиған алаһидиликлириму нурғун Алатав қирғизлириниң тили мушу уйғур тилиниң бир тармиқи һесаблиниду. Уйғурлар Чиңгизхан яшиған дәврләрдила Ислам диниға кирип болған һәм өзлириниң йезиқ мәдәнийитини сақлап кәлгән милләт. Улар мәдәнийәтлик милләт болғачқа, моңғуллар уларни катиплиқ вә башқа һакимийәт ишлирида алаһидә орунға қоюп пайдиланған. Мән бу йәрдә қәдимқи уйғур йезиқи дегән нам билән мәшһур болған қәдимқи моңғул йезиқидики вәсиқиләрни қанчә издәп баққан болсамму тапалмидим. Манҗулар уйғурлар билән биллә яшап туруп, уларниң намини уйғур дәп атимай «мусулман» дәпла атайду, әмма башқа бир қисим милләтләрни өз миллий намида атайду. Манҗулар Оттура Асиялиқларниң һәммисини әнҗанлиқлар дәп атайду. Осман түрклирини хункар, русларни улус, моңғулларни тойзи, қазақларни хасақ, Алатав қирғизлирини бурут дегәндәк намлар билән атайду вә қирғизларни бәдәвийләр дәп қарап һечқандақ етибар бәрмәйду.

 

 

20 – авғуст

Бир иштин толиму һәйран қалдуқ. Бүгүн чүшлүк тамиқимизға қара тохуниң гөшини әкәлгәнкән, қарисақ тохуниң гөшиму, шорписиму, һәтта сөңәклириму қара чиқипту. Иван Илич ( консул ) бизгә қара тохуниң гөшиниң қара, қаттиқ һәм тәмсиз болидиғанлиқини деди. Хәнзуларда өй қушлирини өлтүрүп, юңдап болғандин кейин сатидиған адәт бар.

 

21 – авғуст

Хәнзулар елини шәрқтә чин дәп атайду. Миладийидин илгирики 221 – йилидин миладийидин илгирики 221 – йилғичә бу әлдә чин сулалиси дегән бир феодаллиқ падишаһлиқ қурулған. Бу сулалиниң қурғучиси Чин Шихуаң дәп аталған. Униң оғли тәхткә чиққанда ички уруш йүз берип, чин сулалиси ағдурулған. Хәнзулар өз елидики башқан милләт хәлқлирини қәбилә вә хақанларниң намлири билән, өзлириниң наминиму сулалә намлири билән ативалиду. Улар өзлирини манҗулардин пәрқләндүрүш үчүн » хәнзу » дәп атайду. Хән дегән нам миладийидин илгирики 206 – йилидин миладийә 25 – йилғичә һөкүм сүргә иккинчи қетимлиқ сулалә – хән сулалисиниң намидин кәлгән. Бу сулалини хәнгавзу дәп аталған Лю Баң дегән киши қурғанкән. Хән – сама йоли дегән сөз. Манҗу импирийисиниң Җоңго дегән йәнә бир нами бар. Бурунқи чин сулалиси юрт сорашта тәдбирсизлик қилғачқа, тезла ағдурулуп кетип, тарихта яман атаққа қалған. Бирақ Чин Шихуаң падишаһлиқниң қурғучиси дәп қаралғачқа, у һөрмәткә сазавәр болуп кәлмәктә. Адәттә хәнзулар манҗулардин пәрқләндүрүлүп мин ( пуқра ) дәп атилиду. Манҗулар туғ дәп атилиду. Манҗуларниң һәммиси бирқанчә туғларға бөлүнгән.

Қәдимқи заманларда йәни миладийидин илгирила хәнзуларға тонушлуқ болуп кәлгән бу юртниң өз алдиға һөкүмранлири болған, бир қанчә шәһәр дөләтлири қурулған. Бу хәлқләрниң ким болидиғанлиқи һәм қайси тилда сөзлишидиғанлиқи намәлум, кейинки заманларда бу йәрдики хәлқләр Түркистанни мәркәз қилған соғдиянә дөлитигә тәвә болған. Хәнзулар бу йәрдики бир қәдимий шәһәрни Беши бали дәп атишиду. Бу исимдики » бали » дегини » бәл, даван » дегәнлик болиду. Шуңа » беши бали » дегәнлик » бәш бәл, бәш даван » дегәнлик болиду, дегән қарашларму бар. Алтәшәһәр дегән исимниң келип чиқиши тоғрисида хәнзу мәнбәлиридин бир нәрсигә еришкили болмайду. Хәнзу мәнбәлиридики туҗө ( түрк ), җоҗан, явчи дегәнләр зади қандақ хәлқләр ? бәзи алимларниң қаришичә қара хитайлар киданларниң әвлади, алтун ханлар ( чин сулалиси кишилири. бурфелар ) болса йөҗиләрниң әвлади дейилиду. Иван Илич буларни гетлар, масагетлар дәп қарайду. Һәйран қаларлиқ йери шуки, миладийидин илгирики хәнзу мәнбәлиридә бир хил қәвимләр тилға елинған болуп, бу қәвимләр ноғайларға ишләп беридиғанлар иди, дейилгән. Бу тоғрулуқ тәпсилийрәк чүшәнчигә игә болуш үчүн Иякиниф Бичүрин әпәндиниң «Қәдимқи Оттура Асия хәлқлири тоғрисида мәлуматлар» намлиқ китабиға мураҗиәт қилишқа тоғра келиду.

 

22 –авғуст

Бу юрттики нанлар бизниң нанлиримиздин ақирақ келиду. Буниң сәвәби бу йәрдикиләр буғдайни нәмдәп болғандин кейин ун тартиду. Әмма бундақ унда йеқилған нанлар асан қуруп қелип қетип кетиду. Бу йәрдики хәнзу түгмәнлиригә ат, қечирлар қошулиду. Бәзидә су түгмәнлириму учрап қалиду, әмма бизләрниңкигә охшимайду. Бу йәрниң хаманлириму башқичә, бу йәрдикиләр хаманда буғдай юмшитиш үчүн өкүз яки ат қошулған чоң ташларни маңғузиду. Ички өлкиләрдә денини исрап қилмаслиқ үчүн, буғдайниң башақлирини айрим қирқивелип, саманлирини кейин оруп йиғивелип, уни өй салғанда өгзигә салидикән яки бора, қалпақ дегәндәк нәрсиләрни тоқуйдикән.

Җоңго ( мәнчиң импирийәси ) өзиниң муқим болмиған җәмийәт әһвали, мәҗусийлик асасидики пәлсәписи вә йәккә — йиганилиқи җәһәттиму, аҗизлиқи вә мудапиә җәһәттики бошаңлиқи җәһәттиму қәдимқи замандики һалидин кетип харап болуш алдида туруватқан Рим импирийәсигә барғансери охшап қеливататти. Әгәр сиз Җоңго тарихини техиму ичкириләп билип бақсиңиз, бундақ охшашлиқниң йәнә барлиқиға қарап һәйран қалисиз. Тарихта бәдәвийләр хәнзуларға көп қетим тәһдит салған. хәнзулар тақабил туралмай аҗизларға хас чарә – тәдбирләрни түзүп, ятларға қуллуқ билдүрүп улардин инсаб тилигән һәм бу совға — салам тартуқ қилип, улардин инсаб тилигән һәм бу совға – саламларни ят қәвимләрниң өзлиригә қилған ярдәмлириниң әҗир һәққи дәп қарап кәлгән. Худди қәдимқи Рим падишаһлири ят қәвимләргә кенәз намини бәргинидәк, Җоңго падишаһлириму әтраптики башқа хәлқләргә ваң, гуң намлирини тартуқ қилип, уларниң абрайпәрәслик һессиятидин пайдилинип кәлмәктә. Йәнә келип бу падишаһлар совға – саламға қариғандиму еғиррақ бир хил бәдәлни төләйду. Худди Түркийә султанлириниң өз қизлирини өзи йетиләп апирип ят қәвимләргә совға қилғиниға охшаш, Җоңго падишаһлириму өз мәликилирини әтраптики ят милләтләргә ятлиқ қилған. Җоңгодин ибарәт бу дөләтниң нимә үчүн мунқәрз болуп кәтмигәнликигә һәйран қалмай туралмаймиз. Бу дөләтни ят әлләр көп қетим бесивелип, талан – тараҗ қилип кәлгән. Әмма һәр қетимлиқ қалаймиқанчилиқта пәқәт падишаһла тәхиттин чүшүп, Җоңгодин ибараәт бу әл бир дөләт сүпитидә сақлинип қеливәргән. Бу дөләтни бесивалған ят хәлқләр хәнзу мәдәнийитиниң күчлүк тәсиригә учрап, ахирида хәнзуларға асмилатсийә болуп кәткән. Ундақта шунчә мәдәнийәтлик дәп аталған Рим импирийәси нимә үчүн сирттин бесип киргән ятларни ( явайи хәлқләрни ) мәдәнийәт җәһәттин беқиндуралмиған. Рим импирийәси қәдимдә мунқәрз болди. Бутпәрәсликни йилтизидин йоқ қиливәткән хиристианлар мунқәрз қиливәтти. Римлиқлар динсизлар иди. Уларниң йол башлиғулири ( пәйғәмбәрлири ) му йоқ иди. Шуниң билән қәдимқи дунядики бу қудрәтлик әлни ят хәлқләр әмәс бәлки хиристиан дини мунқәрз қиливәтти десәкму болиду. Җоңгода дин әң үстүн орундики нәрсә әмәс. Һәрким халиған динға кирсә боливериду, шуңа сирттин киргән ят хәлқләр хәнзу мәдәнийитини қобул қилмаслиққа, хәнзулар билән аразлишишқа сәвәб тапалмайду, йәнә келип хәнзулар үстидин шикайәт йүргүзгән ят хәлқләрниң өзлириму динға анчә етибар берип кәтмәйдиған хәлқләр иди. Рим импирийәсигә бесип киргән герман қәбилилири болса хиристиан динини йеңила қобул қилған болғачқа, диний қизғинлиқи наһайити юқури болуп, динсиз һәм худаниң асийси һесаблинидиған римлиқларға чиш – тирниқиғичә өч икән. Шуңа хиристиан әқидилиригә пүтүнләй ят болған Римдики мәҗусийлик вә башқа әқидиләрниң пүтүнләй йоқилип кетиши муқәррәр иди. Рим импирийисиниң гүмран болишиға германлар сәвәбчи болған болса, кейин кирист барйриқи астида җәм болуп гүлләнгән германларниң дуняға келишидә йәнә өзлири асаслиқ рол ойниди. Әгәр тарихта хәнзуларни мусулманлар яки хиристиан динидики хәлқләр бойсундурған болса, Җоңго бәлки мунқәрз болуп кәткән болатти, у чағда Җоңгода сақлинип келиватқан дуняви шөһрәткә игә мәдәнийәт җәвһәрлири пүтүнләй йоқалған болатти яки башқичә бир етиқад байриқи астида хәнзула қайта йеңи қияпәт билән оттурға чиқип тәрәққий қилар иди.

 

23 – авғуст

Бүгүн үчинчи қетимлиқ сөһбәтни елип бардуқ. Чай ичкәч параңлишип олтурдуқ. Биз билән сөһбәтлишишкә кәлгән бәзи амбаллар мүгдәп қалғандәк олтуратти. Биз тәрәпниң консулида Бейҗиңда сизилған манҗу импирийисиниң хәритиси бар иди. Бу наһайити тоғра сизилған бир хәритә болуп, хәритидики чоң дәрялар қара көк рәңдә, кичик дәрялар йешил рәңдә сизилғаниди. Тағларму әгри – бүгри бәлгиләр арқилиқ ипадиләнгәнди. Җоңгодики икки муһим дәря аталған Чаңҗяң вә Хуаңхе дәрялириму ениқ көрситилгәнди. Консулда йәнә Шинҗаңниң Җуңғарийә, Тарбағатай вә Алтишәһәрләрниң атлисиму бар иди. Хәритидә Җоңгониң ғәрбий чегриси Балқаш көли билән Иссиқ көлгичә улаштуруп сизилған һәм Балқаш көли Төмүртунур, Иссиқ көл Туз көл, дәп аталған. Дейвис әпәнди Җоңго хәритилири тоғрисида тохтилип » Җоңго хәритиси дәл сизилған хәритә. Әнгилийә башқурушидики Һндистанни һесабқа алмиғанда, башқа Асия дөләтлириниң хәритилири арисидин Җоңго хәритилиридәк тоғра сизилған хәритә йоқ дейәрлик » дегәнди.

Бу юрттики будда дининиң хутухта ( лама динидики бир диний әмәл дәриҗиси ) дәриҗилик роһанийси хамба дәп атилиду вә Ғулҗидин 15 чақирим неридики бир җайда туриду. Моңғулийә билән Тибәттә будда дининиң мухлислириниң саниға қарап қоюлған 72 дәк хутухта бар, улар дуняға қайта төрәлгән мухлислар дәп қарилиду. Хутухта – юқури камаләткә йәткән дегәнлик болиду. Улар будданиң һозуриға әң йеқин кишиләр дейилиду. Хутухта болғанлар бом оқуш үчүн Тибәткә барса Далай лама уларни алаһидә күтивалиду.

 

25 – авғуст

Түнүгүн мән Ғулҗа шәһириниң сиртиға чиқип кәлдим. Бу йәрдики шәһәрләрниң һаваси димиқ болғачқа адәмниң нәпсини қисатти. Шинҗаңда әң дәсләп йәнә миладийидин илгириики заманларда зади қандақ милләтләрниң яшиғанлиқи тоғрисида издинишкә тоғра келиду. Қәдимқи заманларда Үчтурпан, Ақсу, Куча, Үрүмчи, Пичан, Хотән, Йәкән, Қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрниң һәммиси өз алдиға падишаһлири бар болған шәһәр дөләтлири иди. Хәнзу мәнбәлиридә баян қилинишичә, бу падишаһлиқларниң аһалилири будда әқидилиригә қаттиқ әмәл қилған һәм будда әқидилири өгиниш үчүн ичкиридин нурғунлиған раһиплар Хотәнгә келип будда илми билән пәлсәписини өгинип қайтқан. Бәзи алимлар бу шәһәр дөләтлирини Һинди нәсилидики аһалиләр бәрпа қилған һәм Хотән дегән сөз сансикиритчә Қостана ( йәр киндики ) дегән сөздин келип чиққан, дәп қарайду. Бу һөкүмниң тоғрилиқиға анчә ишәнгүм кәлмиди, шундақтиму бу пикирләрниң хели җени бардәк қилиду. Өзара қошна болғанлиқи үчүн тибәтләрниң Туран тәрәпләргә өтүп будда динини тарқитиши еһтималға наһайити йеқин иди. Алтишәһәрликләрниң чирай – шәкли һинди, парсларға вә Оттура Асиялиқ таҗикларға охшайду. Таҗиклар өзлирини һазир яшап келиватқан җайларда қәдимқи заманлардила йәни түркләр келиштин бурунла яшап кәлгән, дәп қарайду. Қарамтул, чоңқур көз, қаңшарлиқ, виҗикрәк кәлгән алтишәһәрликләр Түрк вә Моңғул ирқидикиләргә охшимайду. Бәзиләр 11 – әсирләрдә Шинҗаңниң асаслиқ аһалисигә айлинип болған уйғурларни Моңғул ирқиға тәвә дейишиду. Әйни чағда маварә уннәһиргә кәлгән моңғуллар билән өзбекләрниң моңғул ирқиға хас чирай – шәкиллири әсли һалитини сақлап келиватиду. Әгәр уйғурларни моңғул ирқиға тәвә десәк, у һалда улар асанла өзгирип һазирқидәк башқичә бир ирқтик милләткә өзгирип қалаттиму? Әҗәплинәрлик йери шуки, пүткүл Алтә шәһәр хәлқи түркий тилда сөзлишиду ( таҗиклардин башқа ). шуңа » бу мәсилиләрниң тегигә йетиш наһайити тәс дегән гәп. » Гуччуру – Дапчуру » дәп атилидиған бир будда дини қамуси болуп, у 520 җилдтин түзүлгән. Қамустик елипбәлик мундәриҗиму 20 җилд келиду. Бундақ китаблар һәрқандақ бир лама ибадәтханисида учрап туриду. Әгәр моңғуллар яйлақ алмишип көчүшкә тоғра кәлсә, пәқәт мушу қамусни йөткәш үчүнму 52 төгигә артишқа тоғра келиду. Бу қамус китаб барлиқ дини әһкамлар, әқиләр, пәлсәпә, тарих, тил билимлирини толуқ өз ичигә алған, йәнә униңда сансикиритчә луғәтму бар дейилиду. манҗу падишаһи бу қамусниң чирайлиқ түпләнгән бир нусхисини росийә вәкиллиригә совға қилғанмиш. Қалған бир қисми һазир Росийәгә елип берилған болуши мумкин.

 

30 – авғуст

Түнүгүн биз хели дағдуғулиқ бир мәрикә өткүзүп консулимизниң туғулған күнини хатирилидуқ. Бу мәрикимиз зерикишлик турмушимизға хошаллиқ әкилип һәммәйләнни шатландурди. Мәрикидә хәнзуларниң поҗаңзилирини аттуқ вә башқа қизиқарлиқ оюнларни ойнидуқ.

 

3 – сентәбир

Бүгүн манҗулар вә хәнзулар үчүнму бирәр хошаллиқ күн болғандәк қилатти. Сепил ичидин чиққан бурға авази билән топ – зәмбирәкләрниң гүлдәрләшлири кечичә аңлинип турди. Поҗаңзилар етилип қулақни паң қиливәтти. Фушәнлун исимлик бир содигәр ағинәм маңа яхшилиқ бәлгиси селип пишурулған ай тоқачтин әкилип бәрди. Мән уларниң өрип – адитини көздә тутуп тәмини тетип бақай дәп, бир тални ағзимға еливидим, чошқа йеғиниң пуриқи гүпүлдәп чиқип турғачқа сәскинип кәттим.

 

4 – сентәбир

Бүгүн манҗулар дәря бойида һәрбий мәшиқ елип барди. Қолдайлар өзлириниң чекимликлирини чәккәч чедирларда күзәтмәктә, әскәрләр оқя етишни мәшқ қилмақта. Уларниң оқлири пәқәт зая болмай нишанға тәгмәктә, улар оқя етишқа карамәт уста иди. Әмма топ етишқа набапрақ иди. Қолдай дегинимиз штаб офитсери дегәнлик болиду. Бу сөз моңғул тилидин киргән сөз болуп, пәқәт тәтқиқатчиларла билидикән. Бу Йүән сулалисида ишлитилгән сөз болуп, рус шәҗәрилиридиму учрап қалиду. Илидики манҗу әмәлдарлири хизмәт нами яки нам атиқи билән атилиду. Генерални амбал яки дарен дәйду, амбал дегини манҗучә, дарен дегини хәнзучә болуп, һәр иккиси чоң адәм дегәнлик болиду. Йәни русларниң велмужа ( улуғ ) дегән сөзи билән мәнидаш. Йәнә чоңрақ офитсерлар лойи дәп атилиду. Һәр хил әмәлдарларни бир – биридин пәрқләндүрүш үчүн өз исминиң биринчи һәрипи ( фамилиси ) дин кейин, бу намлирини қошуп атайду. мәсилән : ту дарен, ка дарен, са қолдай, ка қолдай, бу қолдай дегәндәк.

Бу әлдә руслардики » ура » дегән алқиш сөзини хүәнду дәйду яки » вәнсүй  ( түмәнмиң йил яшиғайла ) дәпму атайду. Җоңгода нурғун нәрсиләр кәм болсиму, бирақ бизниң өгинивелишимизға тегишлик нурғун нәрсиләр бар. Җоңголуқлар әмгәкчан, өзини пәс көрмәйдиған, растчил болуштәк кишилик мунасивәттә кәм болса болмайдиған миҗәзгә игә. Җоңгода бирәр сулалә алмашса, кейинки сулалә кишилири җәм болуп алдинқи сулалиниң тарихини язиду, язғандиму пакитқа һөрмәт қилип язиду. Сот ишлирини мәмурий әмәлдарлар өзи елип бариду. Җоңгода гунаһкар дәп қаралғанлар иқрар қилмуғучә сот қилиш ахирлашмайду.

 

6 – сентәбир

Бүгүн бағларни сәйлә қилдуқ. Ғулҗа шәһириниң Или дәряси бойидики бир шәһәр икәнлики һәммәйләнгә мәлум. Бирақ бу шәһәрниң Сарбулақ дәрясиниң Или дәрясиға қуюлидиған җайиға җайлашқанлиқини билмәйдиғанлар болуши мумкин. Шәһәрниң узунлуқи вә кәңлики охшашла төт чақирим келиду. Шәһәрниң йерими дегүдәк зимини қум тупрақ, қиялиқларни өз ичигә алиду. Росийә җуғрапийә илмий җәмийитиниң бир матириялида, бир татарниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп, Ғулҗиниң өйлири бир – биридин айрилип туридиған тамлар билән қоршалған яғач өйләр дейилгән болсиму, бу шәһәрдә яғач өйләр йоқ һәм бир қисим бамбук кәпиләрни һесабқа алмиғанда, яғач өйләр тоғрисида һечқандақ мәлумат йоқ. Ғулҗидики өйләрниң өгзиси қомуш яки саманлар билән йепилип, үсти лай билән сувап ишлиниду. Пәқәт чоңрақ ибадәтхана имарәтлириниң үстила каһиш билән йепилиду.

Ғулҗида 70 миңчә адәм бар дейилиду. Шәһәр сиртидикиләр буниңға кирмәйду. Шуңа Ғулҗидики қәбриләрниң сани өйниң санидин көп болса көпки һәргиз аз әмәс. Шәһәрдә 8000 чә әскәр бар.

 

 

8 – сентәбир

Хәнзулар бизгә нәрсә – керәкләрни сатмақчи болса көптүрүп, һәтта бу падишаһимиз яқтуридиған нәрсә, дәп сатиду. Улар бизни һеч иш уқмайдиған бәдәвиләр дәп қариғачқа, бизни падишаһқа ихлас қилмайдиғанлар, дәп кәмситиду. Улар бир чинә сатмақчи болсиму, бизгә буни апирип рус падишаһиға совға қилғайсиләр дейишни унтуп қалмайду.

 

10 – сентәбир

Биз бүгүн көңүл ечип келәйли дәп шәһәр сиртидики бағларни чөгиләп кәлдуқ. Ғулҗа шәһириниң пәйзини Или дәряси бойида әмәс, бәлки Сарбулақ дәрясиниң бойида сүргили болиду.

 

12 – сентәбир

Бүгүн содигәр ағинимиз Фучәнлун бизни өйигә тәклип қилди.

 

13 – сентәбир

 

Бүгүн сода базиридики һәммә адәмлиримизни биллә елип Или дәряси бойиға бардуқ чүнки биз бу йәрдә маллиримизни йәрмәнкән қилип сататтуқ. Биз дәрәхләр сайә ташлап турған сап муһиттин яхши һавалинип кәлдуқ. Йәрмәнкиниң ахирқи күнлири боран чиқип, һава совуп кәтти  демисиму күз пәсли йетип кәлмәктә иди. Бу йәрниң яз пәсли иссиқ болғини билән қиш пәслидә биз тәрәптикидәк қаттиқ соғуқ болмайду. Қаттиқ соғуқ болғандиму нөлдин төвән 15 гирадустин чүшүп кәтмәйду.

 

15 – сентәбир

Бурун бир қисим тәтқиқатчилар Җоңгониң мәмури органлириниң түзүлүши Явропа әллирини үлгә қилип тәшкилләнгән, улардиму тәптиш орунлири бар, сот орунлириму аҗайип, дегәнни оттуриға қойғанди. Әмма бу қарашларға қариғанда, Сенковиски әпәндиниң Җоңголуқларму парислар вә түркләргә охшашла асиялиқлар, шуңа уларда тәптиш, сот органлири бар дейилгәндиму өзлириниң китаплиридила болуши мумкин, әмәлийәттә мәвҗүт әмәс, дегән қариши хели ақиланә қараштәк қилиду. Бизниң қаришимизчиму Җоңгониң дөләт башқуруш усули башқа Асия әлллириниңкигә охшайду. Бу юрттики Җаңҗүнму бизниң қәдимқи закун тайиқи тутқан падишаһлиримиздин қелишмайду. Җаңҗүнниң кийим – кечәк, йимәк – ичмәклирини пүтүнләй хәлқ көтүриду. Қассаплар униңға гөш әкилип бериду, тиккүчиләр кийим тикиду, устилар өй селип бериду, баҗ, селиқ, хиянәтчилик әдәп кәткән. Парихорлуқта бу амбаллар Иран шаһидин ешип чүшкән. Мән амбалларниң дәвани қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқини өз көзүм биләнму көрүп бақтим. Бир қетим мениң етим суғарғили апарған йәрдин қечип кетип, манҗуларниң атлириға қошулуп кәтти. Кейин ат башқиларға сетиветилипту. Әрз қилғандуқ, амбаллар һеч нәрсини билмәс болувелишти, бу ишни билидиған хәнзулар қорқуп ағзини ачқили унимиди, амбаллар һечқандақ тәдбир қолланмиди. Қаға қағиниң көзини чоқумайдудә! Мән катта абройлуқ кишиләр меһманларға хиянәт қилмайду, дәпму бақтим. Манҗуларниң йоқалған нәрсини тамбалниң ичигә тиқивалсаңму болиду, дегән мақалини, моңғулларниң бир төгиниң сүйдүкигә миң төгә тейилип кетиду, дегәндәк мақалилирини ишлитипму бақтим, бирақ бу гәпләр кар қилмиди.

Һәрқандақ есил адәмниңму начар илләтлири болғанға охшаш, Җоңголуқлардиму бузуқчилиқ ишлири қәдимдин тартип давам қилип кәлгән. Шәһәрләрдә адәмни йолдин чиқиридиған сәтәңләр миғилдап йүрүшиду. Аңлишимизчә Бейҗиңға йеқин бир кичик шәһәрниң базириға шундақ сәтәңдин һәр йиллиқ йәрмәнкидә 700 сәтәң йиғилармиш. Хуаңхе дәрясини бойлап маңған адәмгә мәхсус селинған сәтәңләр сарийидин 10 чақиримда бири учрап турармиш.

 

29 – сентәбир

15 – сентәбирдин башлап һава совуп, ғәрбий җәнубтин тохтимай шамал чиқип, күз пәслиниң аламәтлири рәсмий көрүлүшкә башлиди. кечиси чиққан қаттиқ боранниң дәһшәтлик авази дәстидин түзүк ухлиялмидуқ. Ғулҗа әтрапидики тағларға қар чүшүп барлиқ йешиллиқ қар астида қалғанди. Мушу күнләрдә Ғулҗиға йеңи кәлгән кишиләр бәзгәккә охшап кетидиған бир хил кесәлгә гириптар болувататти. Мениңму шундақ бир кесәлгә гириптар болғинимға бир һәптә болғанди. Бу җәрянда биз Или вә Сарбулақ дәрялириниң бойиға бир қетимдин берип кәлгинимизни һесабқа алмиғанда һеч йәргә бармидуқ. У йәрләрдә ява өрдәкләр билән қирғавул көп болсиму, у йәрдики ов овлишимизниң тайини болмиди. Сарбулақ дәряси қундузларниң макани икән. Мән қундузларниң худди чошқа күчүклириниң бешиға охшайдиған башлирини судин чиқирип йүргәнлирини көрдүм.

Түнүгүн Ғулҗиға қизай қәбилисидики қазақлар келип сода чедирлириниң әтрапиға өз чедирлирини тикишти. Бу күнләрдә маварә уннәһир әллиридин сода қилғили кәлгән содигәрләр өз чедирлирини тиккәнди. Булар сода чедирлири дәп атилатти. Бу чедирларниң ичидики малларниң хилму – хиллиқи адәмниң көзини аличәкмән қилип, қәдимқи Гретсийиниң сирлиқ хәзинилирини көз алдиға кәлтүрәтти. Бу йәрдики алтун пул елип йүридиған содигәрләр, манҗулар үчүн пайлақчилиқ қилидиғанлар һәм шу җәрянда епини тапса ат оғрилап кетидиған кәспий оғрилар, ишқилип һәр хил, һәр яңза кишиләрниң һәммиси бар иди. Қизайлар кигиз дегәндәк нәрсиләрни мушу базарда Җоңго маллириға алмаштуратти. Улар манҗу һөкүмитигә олпан тапшуридиған болса керәк. Манҗулар қизайлар әкәлгән қойлар арисидин яхшилирини таллап еливалатти. Манҗу ханлиқиға беқинди болуп бу бичарә қәвмләр һәр бир өтәңдә бир қой совға берип кәлдуқ дәп чуқиришип наразилиқини билдүривататти.

 

8 – өктәбир

Биз узундин бери сақлап келиватқан нәрсә – мәнчиң дөлитиниң бизгә тәйяр қилип беридиған һөҗҗити ахир пүтүп чиқти. Гәрчә бу һөҗҗәт ( келишим ) 11 гәз кәлгидәк қәғәзгә бесилип 23 йеригә тамға бесилған болсиму, әмма бизни хошал қилғудәк мәзмунлар йоқ иди. Җоңго қаидилири явропаниңкигә охшимиғинидәк, уларниң иш беҗириш усуллириму башқичә иди. Бундақ охшимаслиқларни дәл җайида баян қилип өткәнди.

 

10 – өктәбир

Бүгүн малға нәрсә – керәк алмаштуруш үчүн йәнә албан қазақлири кәлди. Улар 15 малға бир мални айрип һөкүмәт тәрәпкә селиқ һесабида тапшурғандин кейин, қалған малларни Қәшқәр маталириға тегишти, андин биз тәрәпкә келип биздин чай алғандин кейин қайтип кетишти.

 

12 – өктәбир

Бүгүн ишим оңға тартип хели обдан нәрсиләрни сетивалдим.

Булар : Йәкәндин чиққан тағ қаштеши, Хотән дәрясидин чиқидиған қаштеши, Керийә тәрәпләрдин тепилидиған алтунға охшайдиған есил мәдән, Йәкәндики Тадир тағлиридин йәни Тибәт йолидин чиққан сап гүңгүрт парчиси, Йәкәнниң җигдә йилими дегәндәк әтиварлиқ нәрсиләр иди. Қаштеши пәқәт Алтәшәһәрдинла тепилиду, йәнә келип Алтишәһәрниң һәммила йеридин тепиливәрмәйду һәм бу нәрсә Җоңгода наһайити қиммәтлик нәрсә қатарида әтиварлиниду. Һөкүмәт Йоруңқаш дәрясидин шәхсләрниң қаштеши издишини чәкләйду. Дәрядин тепилған қаш ташлирини хәзинигә еливалиду. Йәкән шәһиридин 230 ли ( 576 километир ) келидиған Мирҗай теғида хилму – хил мәдән ташлар чиқиду. У йәрдики адәмләр бу ташларни пүтүн пети қезивелиш усулини техи билмәйду. Хотәндә Қаштеши Хотән дәрясидин тепилиду. Кучадин гүңгүрт, нөшүдур дегәнләр чиқиду. Қучада йәнә селитираму бар. 1786 – йилидики манҗу хани чиқарған пәрман бойичә Ақсу билән Үчтурпандин тағ гүңгүрти йөткәлгән. Йәкән тәрәптин һәр йили манҗу хан ордисиға нурғун миқдарда қаштеши әвәтилгәндин сирт йәнә 10 миң гина ( чиң сулалисиниң өлчәм бирлики ) қаштеши әвәтилиду. Йоруңқаш, Қарақаш дәрялиридин елинип ордиға әвәтилгән қашташлириниң көпликидин саниниму алғили болмайду. Шәхсләрниң мәдән ташларни елип – сетишиға йол қоюлмайду.

Бир хәнзу сәйяһниң » ғәрбий юртта көргән – аңлиғанлирим » дегән бир китаби болуп, бу китабни

Н. Я. Бичурин әпәнди » Җуңғарийә вә Түркистан » дегән нам билән тәрҗимә қилған. Бу китабниң аптори сөз ишлитишкә дегәндәк уста болмисиму, бирақ Алтәшәһәрликләрниң хуй – пәйлини хели тоғра язған болуп, униңда мундақ дейлгән : «Алтәшәһәрликләр илгиридин тартип гуманхор хәлқ болуп, һәммә гәпкә асанлиқчә ишинип кәтмәйду, чүнки өзлириму ялғанни қошуп сөзләшкә амрақ. Сән уларға юмшақлиқ қилсаң, сени биздин қорқти дәп қарайду, қаттиқлиқ қилсаң ювашлап түгүшүп кетиду. Бу хәлқниң дөләтмәнлири өз ишлириға пишшиқ болуп, қол астидики бичарә қериндашлириниң һали билән кари болмайду. Намрат, аҗиз бичариләрни бозәк қилиду. Юрт чоңлири бир — бирини чәткә қеқип, сеситип, әң ахирида юртни айиғи үзүлмәс тәприқичиликкә дучар қилиду». «Алтәшәһәрликләрниң дуня қариши бәзидә буддистларниңкигә охшап қалиду. Будда илмидиму әқиллиқ кишиләр сезип йетәләйдиған әвзәл қарашлар бар иди. Бирақ Алтәшәһәрдики ахунлар шу қәдәр надан болуп, адәмни сөйүндуридиған илғар қарашлиқ бирәр өлимани тапмақ тәс. У йәрдики ахунларниң көпчилики хәнзуларниң бир қисим нәпсанийәтчи буддистлиридәк бозәк хәлқни алдап, уларниң қоллиридики азғинә тапқан – тәргәнлирини еливелишни көзләпла йүрүшиду. Бу юртларда сопи – ишан, дәрвишләр билән ламаларниң инават тепип кетиши кишини толиму ечиндуриду».

«Алтәшәһәрликләр оюн – тамашиға амрақ келиду, һарақ – шараб вә һавайи – һәвәсләр гәлиқи тутқан падишаһлиримиздин қелишмайду. Ақсулуқлар бағри юмшақ, мулайим хәлқ, әмма уларму башқа Алтәшәһәрликләргә охшаш өзара дәталашларға һерисмән келиду. Йәкәнликләр әзәлдин юваш – юмшақ вә манҗу һөкүмитигә итаәтмән хәлқтур. Бирақ той – төкүн, оюн – тамаша десә ювашлиқни бир яққа қайрип қоюп җенини бериду. Уларниң аял хәқлири нахша – усулға уста вә тәңдашсиздур. Уларниң дарвазлиқини көрсиңиз техиму һәйран қалисиз. Йәкәнликләр һавайи – һәвиси күчлүк, байлири намратлириға шәпқәт қилмайдиған бир қәвм. Хотәнликләр чирайлиқ, инсаб – диянәтлик, ишчан вә растчил хәлқ. Улар териқчилиқ вә тоқумучилиқ ишлириға пишшиқ келиду. Қәшқәрдики нахшичи, уссулчи аялларни санап түгәткили болмайду».

 

Юқуриқи китабта йәнә таң сулалисиниң тарихий китаблиридин нәқил кәлтүрүлүп, қәдимдә шималда яшиған милләтләрниң өрп – адәтлириниң охшап қалидиғанлиқи, шәрқдин ғәрәбкә созулған бу далидики милләтләрниң һәммисиниң һавайи – һәвисиниң күчлүк келидиғанлиқи сөзләнгән. Бу тәрҗимә китабида йәнә Қәшқәрликләр һийлә – микирға уста хәлқ. Хотәнликләр нахша – усулға амрақ һәм тоқумучилиқ билән шуғуллиниду. Хотәнликләрниң қәдимдә пилә қурти беқишни қандақ өгәнгәнлики һәққидә ривайәтләрму бар дегән баянлар учрайду. Бу ривайәттә дейилишичә, Хотән падишаһи башқа бир әлниң мәликисигә өйлиниптимиш, мәликә падишаһниң тапшуруқи бойичә өз елидин бир тал пилә қуртини чечиниң арисиға йошуруп алғач кәлгәнмиш.

Ғәрбий юртниң қизлири әзәлдин нахша – уссулда камаләткә йәткән болғачқа, улар қәдимдә оттура түзләңлик падишаһлириғиму ярап қалғанкән. Уйғурларни кейинки замандики хәнзуларға селиштурғанда, һәқиқий чәвәндазлар дейшкә болиду. 757 – йили Таң сулалисида Ән Лушән исимлик бир ләшкәр беши топилаң көтүрүп, өзини падишаһ дәп җакарлиди. Шу чағда уйғурларниң хани Муюнчур Таң падишаһиға ярдәмлишип, қошун тартип барған. У Таң сулалисиниң қомандани Гозийи билән Феңшяң дегән җайда учрашқанда, уни уйғурларниң бөрә терисидин ясалған байриқиға тазим қилишқа мәҗбур қилған. Уйғурлар бу қетимқи һәрбий йүрүшкә 4000 кишилик қошун чиқирип, Таң шаһзадисигә илтипат көрсәткән. Шу йили топилаңчилар тинчитилған. Бу җәрянда уйғурлар өз иттипақдиши болған Таң елини булап – талиған. Таң ордисиниң хәзинисини қуруқдап қойған. Таң шаһзадиси уйғурларни тосувалалмиған, аһалиләр 10 миң топ шайи йиғиш қилип, уйғур әскәрлиригә тартуқ қилған. 758 – йили Таң сулалиси ордисида уйғурларниң әлчиси әрәб әлчиси билән үстүнлүк талашқан. Икки әлчи ордиға кириштиму икки ишиктин киргән. Уйғур әлчиси өз елигә қайтидиған чағда Таң падишаһи өз қизи Ниңго мәликини уйғур хақаниға хотунлуққа берип қошуп қойған. Падишаһ қизини Шйәнйән дегән йәргичә узитип қойған. Уйғур хақани мәликә билән биллә кәлгән Йүваң ( падишаһниң туғқини ) ни бешиға қалпақ, учисиға қизил тон кийгән һалда кигиз өйдә қобул қилған. Уйғур хақани асийларни тазилаш үчүн 3000 кишилик қошун чиқарған. Әмма бу қошун йеңилип қалған, хақан өлгәндин кейин уйғурлар ханишниму биллә тирик көммәкчи болған, әмма ханиш биз хәнзуларда бундақ адәт йоқ, дәп налә қилған. Уйғур хақани Идикән дәвридә уйғур қошунлири Таң сулалисигә йүрүш қилип, талан – тараҗ қилған дейилиду. Идикән хақан «Дүшмәнни йәр билән йәксан қилимән» дәп 100 миң кишилик қошунға баш болуп, өзи җәңгә чиққан. Уйғур ханлиқида туруватқан Йүваңни қоғливәткән. Йүваңниң икки адимини 100 калтәктин урғузуп өлтүривәткән. Уйғурлар Таң сулалисиниң шәрқий астанисини бесивелип, 10 миңдин ошуқ адәмни өлтүргән. Кийим – кечәксиз қалған аһалә қәғәзләрни йепинчақливалған. Қирғизлардин Җоңго тәрәпкә өткәнлири уларниң керәй қәбилиси улар Манас шәһиригә йеқин болған Қубду дегән йәрләргичә берип көчмә чарвичилиқ қилиду һәм улар турғавутлар билән тәң дәриҗидә башқурилиду. Қазақ керәйлириниң қәбилә кеңишигә қатнишип туриду.

Әмди гепимизгә кәлсәк, бу сода чедирлириға кәлгән қәвимләр өзлири әкәлгән нәрсиләрни 14 – өктәбиргичә чайға алмаштуруп болушти. Улар 50 сомлуқ чайдин 95 тахта чайни тегишивалди. Қәшқәрликләр юң йип дегәндәк нәрсиләрни көпрәк алди. Ғулҗа ( кичик қум ) билән қум арилиқида манҗу қошунлири вә икки туңган кәнти җайлашқан, дағурлар билән солунларниң төт кәнти бар. Шивәләр Или дәрясиниң сол тәрипидики төт шәһәргә орунлашқан. Қумниң у тәрипидики төт шәһәрниң йеримида шибә, солунлар бар. Таранчилар тағниң күнгәй тәрипигә маканлашқан. Уларниң икки тармиқи Сарбулаққа, үч тармиқи Ақсу, чоң – кичик Қорғаслар, Чеҗ, Тошқан, Бархансу, Йәркәнт дегән җайларға тарқилип маканлашқан.

Өсәк дәряси икки тармақ еқинға бөлиниду. Униң бири Йәркәнтсу, йәнә бири Түргәнсу. Өсәк дәрясиниң у тәрипи қомушлуқ вә дәл – дәрәхсиз җайлар болуп, пәқәт чөл өсүмлүклирила өсиду. Бу йәрләр қазақларниң албан қәбилисиниң қишлақлири болуп һесаблиниду.

«Чоқан Вәлиханов талланма әсәрлири» ниң 1986 – йилидики қазақчә нәшридин тәрҗимә қилинди.

(Тәрҗимә қилғучи Мәмтимин Өмәр)

мәнбә : Шинҗаң тәзкиричилики 2002 – йиллиқ 1 – сан

әркәм тори

СЛАВИЙӘНгә айландуруп тәһрирлигән Амрақ

Добавить комментарий