Четверг, 5 декабря, 2024
Аммибаб

Dilmurat Kuzi’éw—USY

Дилмурат Кузиев: «АТА-АНИНИҢ ДУАСИДИН АРТУҚ МУКАПАТ ЙОҚ»

 

–Дилмурат ака, бийил оғлақ (ноябрь) ейида аниңиз Шәрәпәтхан һаҗим Нодәрқизи Кузиеваниң туғулғиниға 100 жил толиду.

«Қуш учқанда, угисида көргәнни қилиду» дәйду. Шәхс ретидә шәкиллинишиңиздә муһим роль ойниған ата-аниңизниң ибрәтлик пәзиләтлири тоғрилиқ әсләп өтсиңиз?

 

–Ата-анам әвладиниң қәлбини изгүлүк нури билән йорутти. Яхшилиқни һәргиз унтумаслиқни, яхшилиққа яхшилиқ қайтурушни, мүмкин қәдәр әтраптикиләргә қолуңдин кәлгән яхшилиқ қилип өтүшни несиһәт қилатти. Мана бу пәзиләтни қулиғимизға қуювәтти десәмму болиду. Ата-анимиз 1955-жили Ғулҗидин чиқип Султанқорғанға орунлашти. Узақ жиллар жигитбеши болуп ишлигән Иминҗан Мәмәтәлиев дегән киши өзиниң һойлисиға киргүзүп, катәктәк болсиму кона өйини яшап турушқа бәргән екән. Бу йәрниң епи-җепини еливалғичә ушшақ балилиқ аилә бу өйни бир қур җөндәп турушқа башлайду. Дадам «Парижская коммуна» колхозида әмгәк қилип, андин Иминҗан акам арқилиқ өлчүк йәрләрни елип, өй-маканлиқ болиду. Ата-анам дайим «Бу Иминҗанниң яхшилиғи» дәп ейтатти. Дадам «Балилирим, мусапирчилиқта бешимизни сийпиған Иминҗанниң яхшилиғини һечқачан унтумаңлар. Силәрму чоң болисиләр, шу чағларда бу аилигә қолуңлардин келидиған яхшилиқни қилиңлар. Биздин кейин уларниң балилириғиму ярдәм бериңлар» дәп несиһәт қилатти. Балилиқ дәвримиздин тартип он балисиға бу сөзләрни ейтип зерикмәтти. Ядимда, 9-10-синипларда оқуватқан пәйтләрдә дадамға «Дада, бәрсә конирап-қағҗириған тоху катәктәк тар өйни берипту. Өй дегән етила бар төрт тамни апам иккиңлар адәм туридиған һаләткә йәткүзгәндин кейин бираз турдуқ. Шуниңғиму у адәмни көккә көтирип мәдһийиләмсән», дәп өз оюмни ашкарә ейттим. Дадам: «Балам шу заманларда тоху катигигә әмәс, босуғисиға йолатмиған адәмләр болған. «Қанчә балаң бар?» дәп сориғанлар «Үч балам бар» дегән җавапни аңлапла, ишикни «тарс» йепип кирип кетәтти. Биз нәгә бараримизни билмәй, султийип туруп қалаттуқ, Аллаһтин мәдәт тиләттуқ. Һечким һойлисиға киргүзмигән дәртмәнләргә башпана берип, һәмдәрт болған Иминҗандәк йөләнчимизни Яратқучи егәм өзи йолуқтурди. Униң хусусида һәргиз ундақ параңни қилма. Шу мәзгил вәзийитини уқмай туруп, йәкүн чиқиришқа болмайду, балам» дәп қисмәтлик күнләрниң әйни көрүнишини чүшәндүрүшкә тиришатти.

«Су ичкәндә қудуқ қазғанни унтума» дегәндәк, ата-анам яхшилиққа яхшилиқ қилиш керәклигини ахирқи дәмлиригичә ейтип өтти. Яхшилиқниң қәдрини билмәйдиғанларму турмушта учришиду. Хәлқимиздә ундақларни «тузкор, нанкор» дәп атайду. Мән йәтмиш жилдин көпирәк өмрүмниң тәҗрибисигә тайинип, мундақ хуласә чиқардим, «Инсанға яхшилиқ қил, ярдәм қил бирақ һәргиз бәндидин яхшилиқ, ярдәм күтмә. Пәқәт Аллаһтин яхшилиқ, мәдәт күт», бу мениң бешимдин өткән һадисиләр. Тәпсилий тохталсам сөһбитимиз узирип, шәхсий даирәмдин чиқалмай қелишимиз мүмкин. (күлүмсирәп).

Шәрәпәтхан ана, Пирмуһәммәт ата, һәдиси Ибадәтана, оғуллири Турған, Дилмурат, Мирзат (1956- жил).

 

 

Андин ата-анамниң дайим ейтидиғини, жутини сөйгән адәм сайиси бар дәрәққә охшайду. Һәрбир инсан туғулуп өскән, яшаватқан маканға пайда йәткүзүши һаҗәт. Әл-жутиға әҗир сиңдүрүп, көпчиликниң дуасини алғанға немә йәтсун дейишәтти. Кичик вақтимда дадам өзиниң туғулған жути Йеңишәргә мени талай елип барғачқа, бу йеза көзүмгә иссиқ көрүнәтти. Өмриниң ахирқи жиллири дадам «Он балини асраш, оқутуш қатарлиқ турмуш ғемида һаятимниң қандақ өтүп кәткинини сәзмидим. Сән болсаңму мениңдин кейин шу йезиға ярдәм қилип қойсаң» дегән илтимасини билдүрди. «Дада, бизниң аилимиз Султанқорғанда яшайду. Султанқорған жутиға аз хәйрихаһлиқ қилмидуқ. Өзимиз яшаватқан бу йәрдә бәҗириватқанимизму йетәрликқу? Андин Йеңишәрдин кәткиниңгә 50 жилдин ешип кетипту. Артуқ аваригәрчиликниң һаҗити барму?» десәм, дадам ойчан көзлири билән мәнилик беқип, арминини йәткүзди: «Яқ, балам һәрбир инсан киндик қени тамған зиминдики хәлиқниң мәнпийитини көзләп, еһтияҗидин чиқиши керәк. Бу сениң ядиңда болсун. Йезидики мәктәпкә 30 жилдин буян җөндәш ишлири жүргүзүлмәпту. Оқуғучилар торусидин су өтүдиған синипларда оқуйдекән.  Йеза аһалиси ичимлик суни 5 км йәрдин елип келидекән. Трубилар чирипту, йоллар бузулупту. Кам-котисини толтуруп, житиғини ямап қойсаң совап алаттиң, балам». Пәрзәндигә илтиҗа қилған атиниң арзуси йүзлигән йеза турғунлириниң өтүнүшини изаһлимақта еди.

«Атамниң жутиға мечит салсамчу?» – соал нәзиридә дадамға қаридим, бар ой-хиялим униң көңлини олаш. «Ундақ қилсаң аламәт болатти», хошаллиғини йошуралмиған дадам маңа күлүмсирәп, разимәнлик билән бақти.

Шәрәпәтхан һаҗим Қорам йезисидики мечитниң ечилиш мәрасимида.

Қазақстан Җумһурийити мустәқиллигини җакалиғиниға техи 5-6 жил болған. Елимиз базар ихтисадини әндила өзләштүриватқан 90-жилларниң иккинчи йерими. Бир түзүмниң иккинчи түзүмгә өзгиришидин туғулған ихтисадий боһран хәлиқни гаңгиритип қойған чағлар. Андин Султанқорғандики мечит қурулушини тамамлап, тәнтәнилик ечилиш мәрасимини өткүзгинимизгиму көп вақит өткини йоқ. Ейтмаққа асан болғини билән йәнә бир мечитниң қурулушини башлашқа аз мәбләғ, күч-иқтидар сәрип қилинмайду. Амма дадамниң арзусини орунлашни көңлүмгә пүктүм. Миңларчә әпсус, язмиштин озмиш йоқ екән… (Сүкүнат. Сөһбәтдишимниң көзлиридә яш тамчилирини байқидим. «Үзүр, көңлүм бузулуп кәтти» акимизниң титиригән авази җим-җитлиққа чекит қойғандин кейин сөһбитимиз давамлашти)

Султанқорғандики мечитниң қурулуши аяқлишип, бир жилдин кейин йәни 1996-жили 12-қәһританда (январь) 81 йешида дадам пани дуния билән хәйирлишип, бақилиққа рәһләт қилди. Бу хасийәтлик роза-рамзан ейиниң үчинчи күни еди. Әлвәттә дадам дуниядин өткәндин кейин униң сөзлири қулиғимдин кәтмиди. Униң ейтқанлирини тиригидә орунлап үлгәрмигиним үчүн һәс-һәс болаттим. Шуңлашқа дадамниң йәттә нәзирини бәрмәй туруп, иним Закирни башлап Йеңишәр йезисиниң турғунлири билән дидарлаштуқ. Жутниң тәливи бойичә дәсләп мечитни салдим, андин кейин мәктивидә җөндәш-қурулуш ишлири жүргүзүлди. Йолларму ясалди. Шундақ қилип, дадамниң йәнә бир арминини орунлидим. Бу ишларни көргән апам разимәнлик һиссиятини билдүрүп, дуа бәрди. Мошу күнгичә биз Йеңишәр әһли билән мунасивәт қилип туримиз. Мәктәпкә, муһтаҗ аилиләргә ярдәм қилимиз. Мошуларниң һәммисини үгәткән апам-дадам еди.

Дадам рәмити балилириниң һәммисини олтарғузуп, қериндашлар арисидики дил бирлигиниң муһимлиғини чүшәндүрәтти. Тевилға чивиқлириниң бир боғумини йениға қойивалатти. Бир данисини берип, «Сундуруңлар» дәп буйратти.  Дәсләп асанла сундуривалаттуқ. Йәнә бирини қошқанда сәл күчәп сундуримиз. Үч-төртини қошқанда чоңлар сундурған билән кичикләрниң күчи йәтмәйду. Бәшини қошқанда һечким сундуралмайду. Дадам, апам: «Әгәр һәммиңлар инақ болсаңлар еғирчилиқни тез йеңисиләр, хошаллиқта хошаллиғиңлар улғийиду. Көрдүңларму бирликниң хасийитини», дәп чүшәндүрәтти. Шундақ қилип, китапларда учрайдиған мәзкүр мисални ата-анам әмәлиятта балиларға намайиш қилған.

Ата-анимиз бизгә тиришип әмгәк қилишни, көзлигән нишанға интилишни үгәтти «Миңлиған адәмләр тарихий Вәтинимиздин келип, колхоз-совхозларда әмгәк қилди. Мәнму күндүзи колхозда ишлидим, кечиси рус тилини үгәндим. У вақитларда рус тилини билмисәң, бирәр иш орнида ронақ тепишму тәс. Русчә оқуп, шоферлуқ курсни түгитип, шофер болуп ишлидим: Чүнки көпирәк пул тепип, балилиримни алий оқуш орунлирида оқутушни нийәт қилдим, өй селип, аилә шараитини яхшилашқа интилдим. Бариға шүкүрчилик қилип, ата-бовидин мирас қалған кәтмәнни мүрәмгә селип жүрсәм жүриверәттим. Әң қиммәт вақитни өткүзүп қояттим. Бирақ мән әмгәк қилдим, тириштим. Әгәр бу өмүрдә яхши яшаймән, чоң хизмәтләрдә ишләймән десәңлар, мәшәқәтни йеңидиған ирадә болуши зөрүр.  Йәни билим елиш керәк, алий оқуш орунлирини тамамлап, чоң хизмәтләрдә ишләшкә тиришиш керәк. Бир орунда һәргиз тохтап қалмаслиқ керәк» Мана бу атиниң әвладиға несиһити. Дадам билән апам учрашқан тосалғулуқларни, қийинчилиқларни йеңишни, һалал әмгәк қилишни үгәтти.

– Һөкүмәт орунлирида лавазимлиқ хизмәтләрни атқурған бир әмәлдар достиңиз тәвәллудиңизға аит мәрасимда «Дилмуратни йөләйдиған бай яки  мәнсәпдар туққини болғини йоқ. Бирақ җапа-мәшәқәттин қачмайдиған, көзлигән мәхситидин қайтмайдиған роһни сиңдүргән ата-аниси болди» дегән иллиқ ләвзини билдүрди. Ата-аниға яр-йөләк болуш, уларниң еқидисини ақлаш арзуси сизни әтигәнла әр йәткүзүп, әмгәктә тавлиған охшайду? 

– Анам рәмәтликниң ишлимигән йери қалмиди. Тазилиғучи, жүк чүшәргүчи, күзәтчи болуп ишлиди. Ядимда қалғини, «Әтигәнлиги, ахшими тазилап, полни жуюп чиқисиз. Қийнилидиған иш әмәс» дегән туққинимизниң көрсәтмиси билән апам дуканни жуюп-тазилайдиған болди. Мән апамға ярдәм қилаттим. Шу чағда йеңила жуюлған йәргә паскина аяқ-кийимлири билән кирип келиватқанларни, һәр ян әхләт ташлаватқанларни, җапалиқ әмгәкниң қәдрини билмәйдиғанларни көрүп, шу адәмләргә өч болуп кетәттим. «Бу немә дегән мәйнәт адәмләр? Буларға ата-аниси тәрбийә бәргәнму, зади?» бу соаллар билән җели болаттим. Кичик болғачқа һечкимгә еғиз ачалматтим. Апам бу йәрдә бирәр жил ишләп чиқип кәтти. Мән шу йәрдә кишилик турмушниң дәсләпки савиғини алдим. Савақ демәкчи, бу гөзәл һаятниң рәһимсиз қирлириниң барлиғини әтигән чүшәндим.

Апам көк базарда бир машина яңию-пиязни дүң сетивелип, уни қапларға селип сода қилатти. Тапқан дарамитигә балилириға, өйгә һаҗәтлик нәрсиләрни елип келәтти. Һәдәм ишқа чиқип кәткән. Мән өйниң чоңи болғанлиқтин укилиримға көз-қулақ болуп қалаттим. Һәптисигә икки үч қетим сода-сетиқ қилиш үчүн базарға кетәтти. Буни дадам билип қапту. Анамни аяп, содидин көрә, балилар тәрбийиси муһимлиғини тәкитләп, базарға чиқмаслиғини җекилиди. Бир күни дадам ишқа кәткәндин кейин апам йәнә базарға бармақчи болуп тәрәддут қиливатқанда, «Апа, дадам саңа базарға бармиғин дәп ейтқанғу» дәп дадамниң хаһишини ядиға салдим. Апам салмақлиқ билән «Балам бу иссиқта базарға чиқип, бир машина яңию, бир машина пиязни мишкапларға қачилап, көтирип жүрүп сетиш асан әмәс. Һесаплап көрсәм, дадаңниң алған маааши аранла 20 күнгә йетидекән. Қалған он күн қандақ күн көримиз? Шуниң үчүн йетишмигән йәрни толтирип, базардин чүшкән тапавитимгә озуқ-түлүк, гөш-майни еливатимән. Дадаң буниң тәпсилатини билмәйду. Әгәр дадаңға пул йәтмәйду, әву йәтмәйду, мону йәтмәйду десәм, қандақ болиду? Артуқ аваригәрчилик тепип, әндишә-вайим жүкләп қоймаймизму? Һелиму дадаңниң иш вақти тәвлүгигә 12 саатни тәшкил қилиду. Аилини асраш йолида техиму көп ишләп, саламәтлигигә дәхил йәтсичу? Дадаңнила ишлитип ағритип қойсақ, бизни ким асрайду? Шуниң үчүн балам, дадаңға мән яр-йөләк болушум керәк», деди. Дадам апамни аяп, базарға чиқишни мәнъий  қилса, апам дадамға яр-йөләк болушни, аилә ғемини йениклитишни ойлап жүрүпту. Икки тәвәрүк затниң бир-биригә ғәмхорлуғини ойлисам, «әтималим, меһир-муһәббәт дегән мошу болса керәк» дегән хуласигә келимән.

Ядимда қалған йәнә бир вақиә. Язниң тинҗиқ күнлири. 5 яшлар вақтим болса керәк, һойлида ухлап қалдим. Таң атмай тарақ-туруқ аваздин ойғинип кәттим. Алдираш кийимлирини кийиватқан дадамниң апамға қарита «Саат төрттә автопаркта болушум керәкти. Немишкә охатмидиң?» дегән сөзлири қулиғимға челиқти. Апам қазан әтрапида пәрванә болуп жүриду. Дадам аяқ кийимини кийиватқанда апам бир апқур чай билән бир тоғачни елип, «12 саат ишләйсиз бир жутум болсиму ичивелиң» дейишигә, дадам «Чай ичсәм техиму кечикимән»   дегиничә, қапқиниң йениға йетип кәлди. Апам пиялини көтирип, бир қолида тоғач билән униң йениға кәлгәндә дадам бир-икки сүмәрдидә, тоғачни елип кетип қалди. Апам Аллаһқа аманәт дегиничә, өмүрдишиниң кәйнидин бир дәқиқә қарап туруп қалди. Кечиси он иккигичә өйниң тирикчилигини қилип, үч-төрт саатла ухлайдиған анам шу күни һадуқ йетип, һәркүндикидәк үчтә туралмай қалдиму яки автобус рули чарчитидиған дадамни бираз ухлавалсун дәп айидиму, у йеқи маңа намәлум. Мана шу 5 яшлиқ гөдәкниң көз алдида йүз бәргән вақиә әр-аял арисидики меһир-муһәббәтниң үлгиси ретидә гоя рәсимдәк өмүрвайәт сақлинип қалди.

Өйүмиздә түн йеримиғичә тикинчилик машинкисиниң авази аңлинатти. Апам фартуқ тикәтти. Униңға һәдәм, бир иним ярдәм берәтти. У фартуқларни өткүзүш үчүн «Тускииз» фабрикисиға елип кетәтти. Шу заманда фабрика мәмурийити тәрипидин кичик балилири бар аниларға өйдә ишләшкә имканийәт яритилған еди. Шундақ күнләрниң биридә апам елип барған фартуқларниң һәммисини дегидәк қобул қилғучи аял «Дурус тикилмиди» баниси билән қайтуривәтмәкчи болупту. Апам русчә яхши билмисиму, билидиғинини қоллинип, аччиғи билән иштин чиқип кетидиғанлиғини изһар қипту. Дәл шу мәһәл кирип қалған мудир әһвални егәллигәндин кейин, «Шәрәпәтхан һәдә, сиз он балиниң аниси охшайсиз, андин һөрмәтлик дәм елишқа чиқишиңиз керәк. Мән сизгә ярдәм қилай дәйду». Һелиқи адәм қобул қилидиған аялға  буниңдин кейин бу кишиниң әкәлгининиң һәммисини қайтурмай қобул қилишини буйруқ аһаңда җекиләйду. Апам хошал һаләттә өйгә келип, мудирниң ғәмхорлиғини бизгә йәткүзди. Апамға учришип қалған фабрикини башқуриватқан рәһбәр талай инсанға қол учини созған инсан Турсун ака Палташев екән. «Буниңдин кейин сапалиқ тикәйли, балилар, силәр бәзи ишларни хата қилип қойған охшайсиләр» дегән апам ишқа қизғин киришип кәтти. Апам рәмәтлик 10 жилдин көпирәк бу йәрдә ишлиди.

Гөдәк чағлиримда мән җимики тирикликни бәрпа қилған Яратқучиниң макани күндүзи қуяшлиқ асманда, кечиси айда дәп ойлаттим. Шу чағда икки қолумни егиз көтирип күндүзи көккә, кечиси айға тәлмүрүп, Аллаһтин: «Аллаһ, оқушни яхши түгәтсәм, чоң ишта ишлисәм, көп пул тепип ата-анамға бәрсәм, дадамға автомобиль елип бәрсәм,  (у вақитта машина әң чоң арман болидиған), ата-анамни һечнемигә муһтаҗ қилмисам» дәп соридим. Өзәмгә мороженое, велосипед сориғиним йоқ. Аллаға шүкри, сориғинимниң әмәлгә ешишиға Яратқучи имканийәт яратти, Рәббим тилигинимни бәрди… (Дилмурат ака көзигә яш алди…)

– Дилмурат ака, мустәһкәм аилә үлгисини әҗдатлиримизниң  һаятидин көргили болиду. Бүгүн өйлинип, әтисила аҗришиватқан яшларға аилини сақлап қелиш үчүн қандақ хисләтләрни қелиплаштуруш һаҗәтлигини ата-аниңизниң аиләвий өтмүшидин ениқ мисал кәлтүрүп өтсиңиз?

–Апам дадам билән йерим әсирдин көпирәк йәни 54 жил биллә яшиди. Мән һечқачан апам билән дадамниң җедәл қилғинини, урушқинини көргиним йоқ. Бир-бирини рәнҗитмәтти, қопаллиқ қилматти. Дадамниң апамға қилған әң қопал сөзи, мениңчә болса у қопаллиқ әмәс, мабада бәлгүлүк мәсилә үстидә келишмәй қалса, «Хотун җүгү берип, қазанбешидики тамиғиңни қилғин» дәтти. Апамму җавап қайтурмай, қазанбешида өзиниң тирикчилиги билән шуғуллинатти. Апамниң итаәтмәнлик илкидә дадамниң ейтқинини булҗутмай орунлишиниң биринчи сәвәви атиниң аилидики орни бәләнт екәнлигини, пасибан затниң сөзигә дайим қулақ селип, ейтқинини икки қилмаслиқни пәрзәнтлиригә намайиш қипту. Мәзкүр мисал апамниң пәм-параситиниң ярқин көрүнүши. Һәқиқәтәнму дадамни әвлиядәк көрситәтти. Униң һәққидә әсла сәлбий параң қилматти һәм қилғузматти. «Дадаңниң келишигә ләззәтлик таам тәйярлайли», «Дадаң автобус һайдап һерип кәтти, арам алсун, хаватир қилмаңлар», «Дадаңниң ейтқини тоғра, шуниңға әмәл қилайли», «Дадаңдин мәслиһәт сорайли». Аилә ғеми билән сиртта тәр төкүватқан атимиз дайим йенимизда болалмисиму, униң сөзи һәрбир дәқиқидә болатти. Атиниң һөкүми аилә әзалири үчүн бузулмайдиған қанунлиғини чүшинип өстуқ.  Дадамниң туғулған күнидә түрлүк-түмән таамлар тәйярлинип, дәстихан һазирлинатти. «Әр киши бар йәрдә аяллар дағдуға қилмайду» дәп апам өзиниң туғулған күнини нишанлиматти. Тәсвирләшкә тил аҗиз келидиған меһир-муһәббәт илкидә балилирини дадимизға техиму йеқинлаштуриветәтти.

Шуниң үчүн мән тойларда яшларға тәлим бериң десә, келингә қарап «Сиз һечқачан йолдишиңиз билән талашмаң, қаршилиқ көрсәтмәң. Әгәр гепиңизгә киргүзимән десиңиз, көз яш қилиң. Көз йешиңиз арқилиқ өзиңизниң аҗиз җанлиғини, йолдишиңизниң бир балдақ үстүнлигини, униң аилә қорғини екәнлигини һис қилдурисиз. Андин «Немә болди?» дәп сориса, «Бир кемидики адәмләр ортақ қарарға келиши керәк, биз бир кемидә туруғлуқ, сизниң дурус, мениң дурус болмиғанлиғиға жиғлиғум келип кәтти» десиңиз, ериңизни ойландурисиз» дәп ейтимән. Апам жиғлайдиған анилардин әмәсти, бирақ қазан бешиға берип, тегишлик ишлирини бәҗириветип, дадамға: «Сизниң қарариңиз хата әмәс, бирақ мениң көз-қаришим мундақ болуватиду. Мошу йөнилиш дурусмекин?!» дәп, тирикчилигини қиливерәтти.  Дадам бираз вақит өтүп, апамниң пикрини әқил таразисидин өткүзүп «Һәй, хотун, дурус ейтиватисән, бопту сениңчә болсун», дәп қошулатти. Мән шуниңға һәйран қалаттим. Кичик вақтимда бу ишларға етивар қилмиған болсамму, чоң болғансери апамниң  йолдишиниң әрлик ғуруриға тәгмәй, өзиниң ейтқанлириға қандақ көндүргинини көргән адәммән. Кемини капитан башқуриду бирақ униң қиблигаһи (компаси) аял. Қиблигаһниң көрсәтмиси билән кемә шу яққа маңиду. Һазирқи заманда айрим аяллар йолдишиниң әрлик ғурурини дәпсәндә қилип, көзгә илмай, ахири аилини вәйран қилиду. Әрни әр ретидә тонумай, өйдики бари билән базар қилишни билмигән аял чаңирақниң бәрикитини сақлап қалаламду?

«Аилиниң еһтияҗини өтәш йолида дадаң саламәтлигини йоқитивалмисун, мән униңға яр-йөләк болай» дегән нийәттә апам күзәтчиликму қилди, еғир жүкму чүшәрди, базарда содиму қилди. Дадам иштин кәлгичә өйгә келип һәммини җәмләп қоятти, барлиқ нәрсигә үлгирәтти. Көп балилиқ болсақму, «йоқ, йетишмәйду» дегән сөзләр апам тәрипидин ейтилматти, турмуш еғир болсиму датлиматти.  Балилиқ дәвирдә апам сода қилиш үчүн маңғанда оюмни билдүрдим: «Дадам йәкшәнбә күниму ишқа чиқишни ойлап жүриду. Униң тинимсиз ишлигиниму йетиду, дадам рухсәт қилмиған базарға чиқимән дәп, өзәңни тола қийнимисаң болатти?»

Апам әмгәктә тавланған қоллири билән балағәт йешиға йәтмигән оғлиниң бешини сийпап, җавап бәрди: «Балам, аилиниң ғеми дегән дадаңла ойлайдиған иш әмәс. Өйдә йоқ нәрсини, униңғила артип қойсам болмайду. Әр хәқ немишкә ичимликкә берилип кетиду, шуни биләмсән? Бирни икки қилишни билмәйдиған аяли «у йоқ, бу йоқ» «қолуңдин һечнәрсә кәлмәйду», «мениңму өзгиләрдәк һаят кәчүргүм келиду» дәп бешини қочивәргәндин кейин әр киши илаҗисизлиқтин ғуруридинму, аилисидинму кечиду».

Завод рәһбири болуп тайинланғандин кейин күндилик өмүрдә бир убдан адәмләрниң һарақхорлуқ қурвиниға айлинип кәткәнлигигә шаһит болуп, 30 жил авал апамниң ейтқанлири ядимға келәтти. Ичимдә «Әрни әр қилидиғанму хотун, йәр қилидиғанму хотун» дегән мақалини қайтилаттим. Йешим улғийип, бешимдики ақлар көпәйгәнсири апамниң турмуш қанунийәтлирини вә инсан психикисини чоңқур чүшинидиған лаяқәтлик ана болғанлиғиға қайил болдум. Апам устаз кәспини егәллигәнликтин шундақ шәкилләндиму яки ярилиши алаһидиму, парасәтликла болмай өз дәвриниң данишмән анилиридин болған екән

–Һәрбир сөһбәттә өзиңиз тоғрилиқ әмәс, ата-аниңиз һәққидә көп ейтисиз. Тәвәллудлириға аит паалийәтләрни, хатириләш мәрасимларни үзлүксиз өткүзисиз. Шуни үчүнмекин, бирнәччә қетим инавәтлик шәхсләрдин «Ата-анини улуқлашни һәм қәдирләшни Дилмурат Кузиевтин үгиниш керәк» дегән гәпни аңлиған едим. Ата-аниниң көңлидин чиқиш йолидики шундақ бир вақиәни ейтип бәрсиңиз?

–Ата-анамға бар вуҗудум билән ғәмхорлуқ қилишқа тириштим. Мабада пәрзәнтлик борчумниң бир қисмини болсиму орунлалиған болсам, бу дунияға мәхсәт-нишансиз кәлмигәнлигимниң  испати.  Бу ишлар һәргиз бәндигә махтиниш үчүн әмәс, Аллаһниң, ата-аниниң разилиғи үчүн атқурулди. Шуниң үчүн ата-ана үчүн қилған-әткәнни тизип чиқишни тоғра көрмәймән. Бирақ соал қоюлғандин кейин бир вақиәниң қисқа тәпсилатини ейтип берәй.

Сәүдийә Әрәпстанидин кәлгән әрәпләр бир ишни әмәлгә ашуралмайветипту. Абдумеҗит қари дегән қериндишимиз ярдәм қилишимни өтүнди. Бу йолда хелә меңип, уларниң өтүнүшини орунлап бәрдим. Рази болуп кәткән әрәпләр миннәтдарлиғиниң ипадиси ретидә бир нәрсә бериватиду. «Нийәт қилған оқитиңлар соваплиқ иш екән, изгү ишқа үлүшүмни қошуш үчүн ярдәм қилдим, һәргизму қолуңлардики тәңләватқан нәрсә үчүн әмәс» дәп етираз бидүрдүм. Улар бәк рази болуп, Мәккигә барсам, әң һөрмәтлик меһман болидиғанлиғимни қәйт қилишти. Абдумеҗит қари «Уйғур хәлқини аламәт көтиривәттиңиз, Дилмурат ака» дәп хошаллиғини қин-қиниға патқузалмай қалди. Шуниң билән улар мени Мәккигә меһманға тәкрар-тәкрар чақиривәрди. Аялимни елип бардим. Һәҗ пәризлирини өтәп болуп, сайипханларниң меһмандарчилиғи башлинип кәтти. Мәккидә селиниватқан ғайәт һашамәтлик меһманхана қурулушини зиярәт қилдуқ . Мошу меһманхана селинип болғанда апамни елип келидиғанлиғимни, уни көңүлдикидәк күтүвелишини сайипханлардин соридим. У вақитларда һәҗ қилғучиларниму аваригәрчилликкә салидиған рәсмийәтләр йетәрлик еди.

Көп өтмәй Абдумеҗит қари меһманханиниң пайдилинишқа берилгәнлигини хәвәрлиди. Апамни вә сиңлимни елип Мәккигә йетип кәлдим. Әрәпләр жуқури дәриҗидә күтүвалди, әң алий меһманлар келидиған ханиларға орунлаштуруп, дөләт рәһбәрлири, падишалар дәм алидиған җайларниму арилатти. Апам бәк рази болуп кәтти. Һаҗилиқни аяқлаштуруп, самолетқа олтарғанда «Әй, бүйүк Аллаһ! Апамниң мени йоруқ дунияға әкелип, тәрбийиләп қатарға қошқичә тартқан җапа-мәшәқитини ақлиғандимән» дедим. Ата-анам тирик вақтида , уларниң разилиғи үчүн әмәлгә ашурғанлиримни хелә көп дәп жүрүптимән. Апам дуниядин өткәндин кейин чүшәнгиним, ата-анамға қилғанлирим океанға қуюлған бир тамчә екән. Чүшәнгиним, ата-ана бала алдидики пәризини өтәйду. Йоруқ дуниға елип келиду, өстүриду, мусулман қилиду, өйләйду. Лекин пәрзәнтниң ата-ана алдидики мәҗбурийити һечқачан түгимәйду. Рәббимниң «Мени рази қилимән десәң, ата-анаңни рази қил» дегән нәқлини шу чағда техиму ениқ чүшәндим.

Ана Аллаһтин қалсила улуқ болупла қалмай, у Яратқучидәк сехий вә наһайити меһривандур. Ана һәққидә мундақ бир ривайәт бар:

«Бир бәңваш бала болған екән. У ата-анисини қахшитип, «Қилма» дегинини қилип, бемәзгил дуниядин өтүпту. Бақида сорақ башланған күни униң пани аләмдә қилған совап билән гуналири таразиниң икки тәрипигә селип тартилған екән. Қилған гуналири таразиниң бир йенини бесип кетипту. Пәриштәләр «Гунариң көп екән, дозаққа чүшисән!» дәпту. Бәңваш бала «Тохтап туруңлар!» дәп совап сорап акисиға барса, «Совап маңиму керәк» дәп бәрмәпту. Дадисиға берип, совавиңдин азирақ бәргинә десә, дадиси «Совап өзәмгиму йәтмәйвататти» дәпту. У ахири анисиниң алдиға берип, совап сорапту. Ана балисиниң бешини силап «Қанчилик йәтмәйду?» десә, балиси «»Тәңдин толиси – 70 пайиз!» дегән екән. Ана таразиниң йениға берип, пәриштәләргә керәк миқдардики совапниң һәммисини берип, «Балам үчүн дозаққа чүшүшкә разимән» дегәндә, пәриштәләр һәйранлиғини йошуралмапту. Балисиниң Сират көрүктин сүрүнмәй өтүп кәткинини көрүп «Уһ!» дәп көңли имин тапқан ана дозаққа чүшүш үчүн Сират көрүккә барғанда, Аллаһ униң пәриштәдәк паклиғидин, өзидәк сехилиғидин, меһриванлиғидин тәсирлинип, бар гунасини кәчүрүп, көрүкниң сим йолини тәхти раван қилип, Җәннәтул Мәвадин орун бәргән екән.»

– Аниңиз Шәрәпәтхан һаҗимниң туғулғиниға 100 жил толуши мунасивити билән  қандақ чарә тәдбирләрни реҗиләп қойдиңиз?

 

Шәрәпәтхан һаҗим қизи Саадәт билән.

 

– Һәр бәш жилда ата-анимизға атап чоң нәзир беримиз. Қәдирданлиримизниң бақилиқ болған күнлири билән туғулған күнлиридә биз, пәрзәнтлири, чоң өйдә жиғилип, уларниң роһиға атап, қуръан оқуп, дуа қилимиз. Қәбирлирини зиярәт қилимиз. Мәктәп оқуғучилири арисида спорт мусабиқилирини уюштуримиз. Бу қетимму анимизниң 100 жиллиқ тәвәллудиға аит уйғур мәктәплири арисида шахмат, футбол, волейболдин мусабиқиләрни өткүзүшни нийәт қилдуқ. Әң илғар миллий мәктәплиримиз 101-153-мәктәп гимназияләр арисида спорт мусабиқилирини уюштуруш һәққидә мәзкүр билим дәргаһлириниң мәмурийити билән ортақ келишимгә кәлдуқ. Әмгәк адәмлириниң бесип өткән йолини йетиливатқан әвлатқа үлгә қилиш, җәмийәткә ярамлиқ пәрзәнтләрни тәрбийиләп қатарға қошқан көп балилиқ аниларға һөрмәт көрситиш, сағлам һаят тәризини тәшвиқ қилиш керәклигини Президентимизму алаһидә қәйт қилған. Муһтаҗларни қоллаш йолида «Пирмуһәммәт һаҗим Кузиев» намидики фонд хәйрихаһлиқ паалийитини техиму җанландуриду.

– Буниңдин бирнәччә жил муқәддәм Чайковский намидики музыкилиқ колледжда тәһсил көрүватқан бир топ қаракөзлиримиз Шәрәпәтхан һаҗим Кузиева  намидики стипендияға еришкән еди. Аниңиз намида тәсис қилинған стипендия турақлиқ бериләмду?

–2000-жилдин башлап, һәр жили бәш-алтә нәпәр яшлиримиз Пирмуһәммәт һаҗим Кузиев намидики стипендияни анимиз Шәрәпәтхан һаҗимниң қолидин турақлиқ елип кәлди. Апамниң вапатидин кейин Пирмуһәммәт һаҗим Кузиев вә Шәрәпәтхан һаҗим Кузиева намидики стипендия (стипендия миқдари 100 миң тәңгә) җай-җайлардики илғар 15 оқуғучи, студентқа тапшурулуп кәлмәктә. Жуқурида аталған колледжда тәһсил көрүватқан көп балилиқ, асриғучисидин айрилған, маддий тәминати төвән аилиләрдин чиққан қабилийәтлик, илғар студентларға билим дәргаһи мәмурийитиниң тизими билән тапшурдуқ. Демәк, стипендияға еришкәнләр арисида һәрхил милләт вәкиллири бар. Кейинки вақитта оқуш орниниң мәмурийити мураҗиәт  қилмиди.  Бәлким стипендияға лайиқ көргән студентлар йоқту, у тәрипи  маңа намәлум.

– Дилмурат ака, әнди сөһбәт йөнилишини өзиңизгә йөткисәк. Кейинки вақитларда җәмийәтлик паалийәтләрдә көрүнмәй қелишиңизниң сәвәви немидә?

– Раст ейтисән, кейинки жиллири җәмийәтлик ишлардин өзәмни тарттим. Һазир вақтимни балилирим билән өткүзүшкә тиришимән. Өз вақтида балилиримға көңлүмдикидәк вақит бөләлмидим. Биринчидин заводни базар ихтисадиға маслаштуруп башқуруп, йеңи технологияләрни өзләштүргән һалда риқабәткә тола шәпқәтсиз дунияда пут тирәп туруш үчүн кечә-күндүз издәндим, әмгәк қилдим.  Чүнки мәһсулатиңға херидар болмиса, завод тохтап қалиду. Завод тохтиса, қармиғиңдики ишчи-хизмәтчиләрму иш орнидин айрилиду. Уларму пүтнсүрүк бир аилиниң асриғучилири. Шуниң үчүн зиммәмдә чоң җавапкәрлик жүкләнгәнлигинини чүшинәттим. Иккинчидин у жиллири җәмийәтлик паалийәтчанлиғим, хәлқимизгә аит ишлардики қизғинлиғим бәк жуқури еди. Ойлап бақсам, җәмийәтлик ишларға һаятимниң 26 жилини сәрип қилиптимән. Заводтики асасий ишим билән биллә елип бардим, тапқан пайдамниң мәлум қисмини хәлқимниң еһтияҗи үчүн сәрип қилдим

Әнди өз вақтидики хизмәт, җәмийәтлик паалийәт пәйда қилған бошлуқниң орнини толтуруш үчүн вақтимниң асасий қисмини варислиримға беғишлаватимән.

Йәнә бир тәрәптин, барлиғимиз етирап қилишқа тегиш төвәндики һаят реаллиғи бар. Бу әвлат алмишиш қанунийити кәлтүрүп чиқарған реаллиқ. Һазир билимлик, заманға яриша һәртәрәплимә тәрәққий әткән яшлиримиз бар. Иш-тәҗрибимизни улар билән бөлүшүп, бешимиздин өткән хаталиқларни очуқ-ашкарә ейтишимиз керәк. Улар биз әвәткән хаталиқларни қайтилимисун. Әгәр илтимас қилса, биз мәслиһәтчи болуп, яшлар әмгәк қилиши керәк. Биз өз дәвриниң қәһриманлири. Шәхсән өзәм  биз  өзимизгә  тегишлик пәйтләрдә керәклик миссиямизни атқуруп болдуқ, дәп ойлаймән.

Мошу йәрдә саламәтлигимгә мунасивәтлик  тәпсилатни ейтип кетәй. Буниңдин бәш жил илгири жүригимгә операция қилинди. Аллаһниң меһир-шәпқити вә дохтурларниң күч чиқиришиниң арқисида жүрәк соқиши тохтиғини йоқ. Һаят билән мамат күрәшкә чүшкән мәзгилдә адәм өткән күнлиридин хуласә чиқирип, кәлгүсидики несип әткән яшап өтүшкә тегиш вақтини техиму мәзмунлуқ өткүзүшкә тиришидекән. Операциядин кейин көз ачқанда, мәнму бесип өткән һаят йолумни кинолентисидәк көз алдимдин өткүзүп: «Ей қудрити улуқ Аллаһ! Бәш йешимдин башлап, ата-анамға яр-йөләк болушқа тириштим. Өйләнгәндин кейин аилә түврүги болай  дәп яшидим. Пәрзәнтлик болғандин кейин атилиқ пәризимни орунлай дәп һаят кәчүрдүм. Андин яшлиқ дәвримни дөлитимиз ихтисадиниң тәрәққияти үчүн сәрип қилдим. Өмрүмниң чарәк әсирдин көп вақтини хәлқимниң җәмийәтлик ишлириға беғишлидим.  «Әл үчүн яшалмиған, өзи үчүнму яшалмайду» дегән сөз бар. Мән қолумдин келишичә, ата-анам, йеқинлирим, дөлитим, әл-жутум үчүн яшашқа тириштим. Аллаһ маңа өмүр әта қил! Қалған һаятимни әнди өзәмгә беғишлай», дәп ялвуруп соридим.

 

– Хәлқимизгә аит җәмийәтлик бирләшмиләр паалийитигә қандақ баһа берисиз?

– Җәмийәтлик тәшкилатларға баһани хәлиқ өзи бериду. Һәрбир җәмийәтлик бирләшмә имканийәтләр даирисидә қолидин келидиған ишни атқуриватиду. Җәриянға арилашмай туруп, чәттики баһалиғучи болғум йоқ.

Мән һечқачан сәясәт билән арилашқан адәм әмәсмән. Мениң сәяситим, хәлқимизниң, дөлитимизниң ихтисадини көтиришкә қаритилған Президентимизниң иҗтимаий-ихтисадий мәсилиләрни һәл қилиш программисиға өз үлүшимни қошуштин ибарәт.

– Өзиңиз һулини салған «Илһам» мукапити бийил талантлиқ иҗаткар, кәсипдаш сиңлимиз Сабирәм Әнвәроваға тапшурулди. Бу миллий әдәбиятимиздики яшларни роһландурушниң амили. Йәнә ана тилимизда билим еливатқан мәктәпләрни қоллап-қувәтләш мәхситидә миллий маарип номинацияси җакаланди. Мукапат әдәбият вә маарип саһаси бойичә сақлинип қалди, десәк боламду?  

  • Шундақ. Әдәбиятшунас алимларниң һәм Қазақстан Язғучилар Иттипақи уйғур әдәбияти кеңишиниң тәвсийәси асасида талантлиқ сиңлимизни «Илһам» мукапити билән тәғдирлидуқ. Мәдәнийитимизгә аит саһаларда шундақ тәвсийәләр салаһийәтлик орунлар, кеңәшләр тәрипидин болидиған болса, елимизниң мустәқиллик күни 16- көнәктә (декабрьда) үмүткарларни мукапатлаймиз. Ана тилимизда билим беридиған мәктәпләргиму алаһидә көңүл бөлимиз.

– Дилмурат ака, өткәндә чәт әлдә давалинишни үмүт қилған бир қериндишимизниң йәтмәй қалған хираҗитини исмиңизни ашкарилимай толтуруп бәргиниңизни аңлидим. Аңлиған қулақта әйип йоқ. Атиғиниңизни берипла қоймай, 70 яшлиқ тәвәллуддиңизда чүшкән пулниң һәммисини  шу инсанниң саламәтлиги үчүн ианә қилған охшайсиз?

– Бу әхбаратни саңа ким йәткүзди билмәймән. «Һә» десәм рия болиду, «Яқ» дәп җавап бәрсәм ялған ейтқан болимән. Шуниң үчүн соалиңни җавапсиз қалдуримән.

– «Дөләткә, хәлиққә пайдилиқ санап түгәткүсиз соваплиқ ишларни әмәлгә ашурди. Муамилидә сәл юмшақлиқ болғинида…» Бу сизгә нисбәтән ейтилғанлиғини өзиңизму чүшәндиңиз. Мүҗәз-хулқиңизниң «еғирлиғини» һис қиламсиз?

– Пани дунияда мукәммәл инсан йоқ. Мукәммәллик бир Аллаһқа мәнсүп. Һорунлуқни, ләйғәзәлликни, вәдигә вапасизлиқни, достлуққа хиянәтни, ялғанчилиқни, сахтипәзликни, хошамәтни, иккийүзлимиликни, питнә-пасатни кичигимдин тартип көрәр көзүм йоқ. Әтималим, ата-анамниң тәрбийисиниң арқисида мошундақ сәлбий илләтләрдин жиркинидиған хулуқ қелиплашқан охшайду.

Тапшурулған вәзипиниң һөддисидин чиқалмай түрлүк-түмән банә-сәвәп издәйдиғанларни, өзигә тегишлик ишни сүпәтлик орунлимиғанларни, шәхсий мәнпийәт үчүн йениңда жүргәнләрни, мунасивәттә пайда көзләп, сәмимий болалмиғанларни, өткүзгән хаталиғини түзәшкә интилмиғанларни, ата-анисиниң алдидики мәҗбурийитини билмәйдиғанларни силкип, тиллаветидиғиним раст. Бирақ көңлүмдә, адавәт, өчмәнликниң қилчә изнаси йоқ. Қолға алған бирәр ишимизниң нәтиҗилик, сапалиқ болуши үчүн тәләпни һәдидин жуқури қоюп, әтрапимдикиләрниму рәнҗитип қойидиған күнләр болиду. Лекин бу һәмимизгә ортақ ишниң иҗабий нәтиҗә билән аяқлишиши үчүн.

Мәһсулат ишләп чиқириш дегинимиз йоқтин бар қилиш дегәнлик. Бу елип сетиш әмәс. Санаәттә йәни ишләп чиқиришқа һаятини беғишлиған шәхс болғанлиқтин тәләпчанлиқни,жавапкәрликни, интизамни, сапани үстүн қойимән. Болмиса бәҗиргән оқитиңниң йәкүни көңүлдикидәк болмай қалиду. Йәнә бир тәрәптин бу саһадики устазлирим йәһүдий миллитидин болғанлиқтин, улардин көп нәрсини үгәндим. Шуңлашқа қелиплашқан ишләш услубим өзимизниңкиләргә өзгичә көрүнүши мүмкин. Ишәнгин, бу ақлиниш үчүн ейтиливатқан сөзләр әмәс.

Андин инсанлар хилму-хил яралған. Һәммиси бири-биригә охшап кетидиған инкубаторниң җүҗилири әмәс (күлиду). Бәлким, бу мүҗәзим мени өзгиләрдин пәриқләндүридиғанду. Әгәр бу мүҗәзим болмиса, икки миңға йеқин адәм ишләйдиған карханини башқуруп, әң еғир вақитларда сақлап қалалаттимму? Ихтисадий җәһәттин йүксилип, хәлқимгә нәп беридиған ишларни қилалаттимму? Бүгүнки дәриҗигә йетәтимму? Артуқчилиқ һәм камчилиқлардин жуғурилған вуҗудумдики мүҗәз-хулқум билән мән Дилмурат Кузиев болуп қалимән, иним!        

– Яхшилиғиңизни тез унтуғанларға миннәт қиламсиз?

– «Яхшилиқ қилдиң хоп қилдиң, миннәт қилдиң йоқ қилдиң». Хәлқимизниң бу әқлиянә сөзидин артуқ җавап йоқ. Амма мәнму сүйәк вә қандин һәм жүрәктин туридиған бәндә. Аддий инсаний пәзиләттин мәһрум, яхшилиқни билмәйдиған тузкорларға, имансизларға вижданим қайнайдиған дәқиқиләр болидиғанлиғини етирап қилимән. Бирақ үзигә бесип, миннәт қилидиған адитим йоқ.

– Бу дунияда адаләт, һәқиқәт барму?

–Адәм та көмүлгичә һәқ билән наһәқчилик арисидики күрәш қайнимида өтиду.  Һәқиқәт йеганә болғанлиқтин бәндигә әмәс, Һәққә (Аллаһқа) тән.

Адаләт, һәқиқәтни издәшниң һаҗити йоқ. Биринчи новәттә адаләт, һәқиқәт жүригиңдә болуп, униң үчүн өзәң тик турушиң керәк

– Муһәббәткә ишинәмсиз?

–Һазирқи яшлар бир-биригә «көйдүм, өчтүм» дәйдудә бирәр жилдин кейин уларниң арисида «ялқунлуқ муһәббәтниң» шәписиму қалмайду. Нәгә кәтти? Өмүрниң шәпқәтсиз реаллиғи жутивәтти.

Яшлиримизда бир-бирини «сөйүмән» дейиштин башқа, асасий қәдир-қиммәт чүшәнчиси уларда йоқ. Пәқәт қуруқ һиссият, һули йоқ муһәббәт қизғинлиғи биләнла аилә тиклигили болмайду. Биринчи новәттә әрниң аялға, аялниң әргә болған һөрмәт-иззити жуқури болуши керәк. Йениңдики җанға өмүрбойи ғәмхорлуқ қилаламсән, өмүрниң ойман-чоңқуридин биллә өтәләмсән, еғир күнләрдә биллә болаламсән? Мәзкүр өмүр өткәллиридин бирликтә өтәлисәң, «биздә сөйгү-муһәббәт бар екән» десәң болиду.

– Балилириңиз тоғрилиқ мәлумат берәләмсиз?

Балилар тоғрилиқ қачан ейтиш керәк? Улар җәмийәттә бир кишилик орнини тепип, ата-ана ишәнчисини ақлиғанда улар тоғрилиқ сөзләш керәк. Аллаһқа миң шүкүр, балилиримдин мән рази. Һәммиси намаз оқуйду, алтинчи синиптин башлап тәтилләрдә ишлитип, әмгәк билән тәрбийиләшкә тириштим. Ата-анимиз бизни қандақ әмгәк асасида тәрбийилигән болса мәнму шу йолни туттум. Қизлиримниң чоңи Эльмира жигирмә жилдин ошуқ Швециядә истиқамәт қилиду. Гүлмира медицина пәнлириниң доктори, алий оқуш орнида дәрис бериду. Динмуһәммәт оғлум «Бент» ширкитиниң мудири, у мениң ишимни давамлаштуриватиду. Мән униңдин бәк рази. Зулмурат оғлум мәктәпни алтун бәлгүгә тамамлап, заводта малийә мудириниң орунбасари лавазимиғичә әмгәк йолини бесип өтүп, бүгүнки күндә дөләт оргинида хизмәт қиливатиду. Фариз оғлум қум, шехил чиқиридиған карханиниң мудири. Медина қизим 2022-жили Мемарчилиқ –қурулуш академиясини тамамлиди. Амина вә Шахризада малийә университетида тәһсил көрди. Улар өз мутәхәсислиги бойичә әмгәк қиливатиду.    Башқа пәрзәнтлиримму һаятта өз йолини тапти. Һәммә балилирим мениңдин дуа алди. Алий вә мәхсус оқуш орунлириға мениң ярдимимсиз грант билән қобул қилинип, тәһсил көрди. Башқиларға маддий ярдәм бәргиним билән, өзәмниң пәрзәнтлиригә пул хәшлимидим. Андин карханимизға орунлашқан оғуллирим әмгәк паалийитини аддий ишчи болуп башлиди. Уларни бирдинла «иссиқ орунға» олтарғузуп, артуқ әркиләткиним  йоқ.  Пәқәт өзигә ишиниш туйғусини қелиплаштуруш үчүн бу йолни таллидим.

– Сиз бәхитлик адәмму?

–Дунияда бәхитлик инсанлар болса шуларниң бири мән. Чүнки мән ата-анамниң дуасини алған адәм ретидә өзәмни бәхитликләр қатариға киргүзимән. Мән шундақ тиришип яхши оқудум, алий оқуш орнини түгитип, тинмай әмгәк қилдим. Таллиған саһарим бойичә кечә-күндүз издәндим. 29 йешимда чоң карханиға мудир болуп тайинландим. Ата-анамниң хошаллиғида чәк болмиди. Студент аталғанда, мудир болғанда, Султанқорғандики мечитниң ечилиш тәнтәнисидин кейин умумән атамниң икки қетим дуасини алдим. Апамниңму үч қетим дуасини елишқа муйәссәр болдум. Ата-анисидин бәш мәртә дуа елиш һәрбир пәрзәнткә несип боливәрмәйдиған бәхит. Һәрқандақ пәрзәнт ата-анисидин дуа алса дәп тиләймән. «Ямғур билән йәр көкирәр, дуа билән әр» дегәндәк ата-ана дуаси һәммә ишикләрни ачиду, йолни дағдам қилиду. Не-не лавазимларни егиләп байлиқ билән мукапатларға көмүлүп қалсаңму, ата-анаңниң дуасини алмисаң һәммә иш бекар. Ата-ана дуаси һәрқандақ мукапаттин артуқ.

Шәрәпәтхан һаҗим оғли Дилмурат Кузиев билән

 

– Мәзмунлуқ сөһбитиңизгә рәхмәт.

 

 

Сөһбәтләшкән Азнат ТАЛИПОВ,

© «INTIZAR» журналидин елинди.