Bürkütning qayta tughulushi-USY_da
БҮРКҮТНИҢ ҚАЙТА ТУҒУЛУШИ
(Қәсидә)
Һекайәт
Һелиму ядимда, бир күни аппақ сақили көксигә чүшүп туридиған Хизир сүпәт бузуруквар бовам Иминахун асманда моллақ етип учуватқан кәптәрләргә, уни әгип жүргән саға вә әриштә пәрваз қиливатқан бүркүткә һаңвеқип қарап турғанлиғимни көрүп: «Оғлум, чеқир көзүңни бүркүтниңкидәк өткүр қилай дәпсәндә?!» – дегәнди. Униң ейтишичә көз йәтмәс әриштә учуп жүргән бүркүт йәрдә өмүләп жүргән чашқанниң көзлирини көрәләйдекән. Бүркүткә тола қариған көз өткүр болармиш. Бүркүт өткүр тумшуғи, тирниғиға тайинип яшиғачқа, өзи овлайдиған жиртқуч чилбөрини һүркүтүп қоғлап, чарчиған пурсәттин пайдилинип, униң қуйруғиға бир чаңгилини патуридекән, чишлирини кириштүргән бөрә хирис қилип, бурулуп қариғанда йәнә бир чаңгили билән тумшуғиға чаң селип, бар күчи билән қоруп, рәқивиниң омуртқисини сундуруп ташлайдекән. Андин дәс көтирип, көккә пәрваз қилидекән. Мабада бөрә тепирлап чаңгилидин чиқип, йәргә чүшүп кәтсә, көзиниң қириниму салмай, угисиға кетидекән. Башқилар овлиған яки өзи өлүп қалған тапларни һәргизму йемәйдекән, у қарға-қузғунниң рисқи дәйдекән. Бүркүт 70 яшқа кәлгәндә, мағдирсизлинип, тумшуқ, тирнақлири упирап, овни йәрдин дәс көтирәлмәй қалса, уни башқиларға ташлап берип, дәрһал пәзаға пәрваз қилип, аччиғиға бәс келәлмәй, чишиси өзини һаң ташқа уруп өлүвалидекән, әркиги тик чоққида олтирип, яңливаштин өлүп-тирилидекән. «Өлгәнму тириләмду?» – дәп һәйран болма! У чоққида узақ олтирип ойлап, аччиғини бесип, тәғдиргә тән берип, ғәзивини күчкә айландуруп, дадиси қериғанда қилған бир амални қилишқа бәл бағлап, қан тамчип чиққиниға чидап, бәдинидики һәммә пәйлирини жуңузлап ташлапту. Андин тирнақлирида ташни татлап, тумшуғи билән жулуп апту, ахирида тумшуғи билән ташни чоқуп, қан ширғип аққиниға қаримай, биләйдәк ташқа сүркәп, тумшуғини қайрип жулуп ташлапту. Шундин кейинла қанға миләнгән ялиңач вуҗудини қия таштики угисиға кирип йошурупту. Биз бир ай роза тутқандәк, ачлиққа чидап, усап кәтсә – қар ялап, оттуз күнни тәсликтә өткүзүпту. Ахири қанатлири, тирнақ-тумшуқлири йетилип, қиран чағлиридикидәк қамәткә толупту. Бүркүт чилбөриниң күшәндиси болған билән, учар қанатниң саһиби болғачқа, қовмидин әнсирәп – уларниң ғемини йәп, чоққида тик туруп, қанатлирини қеқип, әришкә пәрваз қипту…
Ана тәбиәтниң аңсиз есил пәрзәнтлири чумчуқтин тартип сумруққичә болған учар қанатлар алиминиң шаһи болған бүркүтниң бу һекайиси мән сәксән яшқа кәлгичә көргән бир тоқай падишаһларниң арисида нөшүрван адилдәк салаһийәт, салапәт, мәрт-мәрданә, адил, һәқгой, вәдигә вападар пәқәт бирла президентни – Дональд Трампни ядимға селип қойди…
Я Рәб, Бисмиллаһир рахманир рәһим,
Бу қәсидәм Трампқа келәрму лайиқ?
Сәксәнгә киргичә талай шаһ көрдим,
Көрмидим адил шаһ униң қатарлиқ!
Дональд, ақсарайға мән келип қалдим,
Дәрдимни ордаңда сән сорасәнму?
Пуштумни қурутмақ болған мәл’унниң –
Йолини Юлтузда сән торасәнму?!
Доппамға бир қарап сән тонарсәнму?
Бағримға баш қоюп, сән пурарсәнму?
«Ялвуруш әркәккә уят хисләт» дәп,
Аччиқта бир качат сән урарсәнму?
Йә, маңа ян бесип – мусапирғу дәп,
Һалимни сориғач, чай қуярсәнму?
Көзүмгә Хизирдәк дана көрүндиң,
Дәрдимни дегүзмәй йә туярсәнму.
Мениң барди сәндәк бир президентим,
Барди ай-юлтузлуқ көкөч байриғим.
Әзәлдин хошнидин тәлийим йоқти
Бешимға бир бала болған байлиғим.
Мән миңдин бирини ейтайчу саңа,
Обама соримай чүшүп кәттиғу.
Уйғурийә үсти очуқ түрмиғу,
Томузда әл титрәп үшүп кәттиғу.
Бир чағлар Таң ханин тиз пүктүргән у –
Моюнчурхан мениң қошқар бовамғу.
Әндиғу билгәнсән мениң кимлигим,
Орхон бойи алтун ордам – угамғу.
Бир әсирдә икки дөләт қурғандуқ,
Хошнилар көрәлмәй тартивелишти.
Ағзим ашқа тәгмәй, бурнум қаниған,
Өшнәмгә өлүгин артивелишти.
Самолет, танкида бесип киришкән,
Руслар чөлни қанда бойиветишкән.
Мәс-әләс қанхорлар қәбиһлигидин –
Шеһитлар көзини оюветишкән.
Сабит дамолламға кишән селишип,
Руслар Шиңшисәйгә тутуп бәргәнди.
Уйғурниң тәхтини вәйран қилишип,
Бәхтини қанхорға утуп бәргәнди.
1944-жил.
Ядимда 12-ноябрь күн,
Шу күни дадам бәк хошал киргәнди.
«Хуш хәвәр: дөлитимиз қурулди!» дәп,
Мундақ болушини у билмигәнди.
Һәммидин шу сүлһи-сала яманкән,
Оруслар қистиди сүлһи-салаға…
Битимгә көнмиди Әлихан төрәм,
Көнгәнләр башлири қалди балаға…
Бәш жилчә қәрәлдә гүлләп әҗайип,
Әхмәтҗан бу әлгә болдиғу саһип.
Беҗинға – жиғинға учқан банә боп,
Вай иссит, ялған ғулап, раст болди ғайип.
Азатлиқниң тәмин тетип өскәчкә,
Ядимдин кәтмиди техи азатлиқ.
Қул боп өтти өмрүм тәңдин толси,
Немә бар һаятта униңдин татлиқ?
60 жил бурунла мән яман десәм,
Ят түгүл қериндаш ишәнмигәнди.
Хитайниң адәмни йәйдиғанлиғи –
Әқилгә сиғмастин – чүшәнмигәнди.
Йәр йүзидә пишттәк ямриған иқлим,
Дунияниң бешиға бир қаза болди.
Ши катип көңлиниң қарилиғидин
Вухән өлүк шәһәр – бир мазар болди.
Нәслим қурутушчүн ясиған оға,
Гунасиз хәлқигә сәт соға болди.
Коммунист партия җут опқанлиғи –
Өзиниң бешиға чоң ғоға болди.
Җаһанға ғоҗайин болуш хияли,
Аздуруп униму тар йолға салди.
Гитлерға әгәшсун дәпту уни ким?
Сират көрүгидә нимҗан боп қалди.
Аллаһ бәргән һөрлүк әңгүштәрини,
Тартивалған диктатор атилиду.
Диктатор билмәмдекин әл ичидә –
Ядланса қағиш билән ядлиниду!..
Маңа бәк һар келәр террорчиларниң
Уйғурни террорчи-қатил дегини.
Террорлуқ әмәсму жүригин сетип,
Уйғурниң гөшини чайнап йегини?!
Бешимға бала болған байлиғимни –
Сатмаймән, азатлиққа тегишимән!
Яр-йөләк болуп қойсаң җәң-җедәлдә,
Намизимда дуа қилип иңишимән…
Йеқинда «БМТ»да қаралғанда,
Ишәнгән тағда кейик ятмидиғу…
Аләмгә шунчә ишлар патқан билән,
Тимақчә уйғур бәхти патмидиғу!
Җан һәлқумға кәлгән Трамп йолуқтиң,
Бизни ака-ука қип қойди Худа.
Аллаһниң қудрити: ата дүшминим –
Сениңму дүшминиң боп қалди товва!
1949-жил
Ваң бесип киргәндә Уйғур елигә,
Шифуҗуши дегән янда бар еди.
Оғли Шиҗипиңниң явуз болмиғи –
Қанхорлуқ удуми қанда бар еди.
Аллаһ бәргән һөрлүк-әркинлигимни –
Һейлә-микир билән тартивелишти.
70 жил қенимни шорап канидәк,
Өлүгин йәлкәмгә артивелишти.
«Шәрқий Түркстан» дәп дөлитим барди,
Ваңҗиң бесип кирип, чиқип кәтмиди.
Униңға қайнатса қеним қошулмас,
Дәмсина, өпкәмни қеқип кәтмиди.
Донал’д Трамп, бир саңа мениң әрзим бар,
Шиҗипин бойнида қанлиқ қәрзим бар!
Сән мени қуллуқтин азат қип қойсаң,
Ака-ука болуп өтүш ләвзим бар.
Атилла бовамни яхши билисән,
Румдин французни азат қилған у.
Бозәкни пуканға бесивалмиған,
Уму саңа охшаш ғазат қилған шу…
Дәп қалма мени сән сараң-содайи,
Вәтән дәрди қилди мени сәвдайи.
Мән саңа ишәнгәч әрзимни ейттим,
Таңла қиямәткә қалмас давайи?!
Уйғурстан қәдри бәк өтти җандин,
Җан керәк болса гәр, җан дәп, җан берәй…
Һеч немәм қалмиди ундин айрилип,
Вәтәнчүн қан керәк болса, қан берәй…
Уйғурниң пуштини қурутмақ болуп,
Уйғурдин қан елип ясиған оға.
Худаниң қудрити: у тарап кетип,
Хитайниң бешиға болди чоң ғоға!
Уйғурдин қан елип, ясиған вирус,
Дуч кәлгән хитайдин алди өчини.
«Дунияда мән күчлүк!» дегән Ши катип,
«Аһ» уруп татмақта қисас күчини.
У – көзгә көрүнмәс бир атом бомба,
Вирус – бизгә жипсиз қурулған бир дар!
Явниң шум нийити: Уйғурстанни –
Уйғурсиз – егисиз қилмақ бир мазар!
«Вухән вирусини» қанхор Шиҗинпиң –
Уйғур қенин қошуп ясиған жуғруп.
Хитайға, әрәпкә гәр керәк болса,
Уйғурниң өпкисин алди суғуруп!..
Дат-пәрияд уйғурни тирик турғузуп.
Аллаһ тәң яратса, тәң яшалмидуқ,
Халайиқ, тәң яшаш билимгә бағлиқ.
Вай иссит, гәп йоған, һалимиз чағлиқ,
Техичә ақ тағлиқ, биз қара тағлиқ…
Һелиму уйғурға саһип бар екән,
Болмиса чайнимай жутуветәркән.
Җаһанни жутмаққу униң армини,
Бизни «террорист» дәп путуветәркән…
Һелиму уйғурға саһип бар екән,
Трамп, сән уйғур үчүн чүштиң мәйданға.
Әл-аләм алдида җәң елан қилдиң,
Әҗдиһар сүпәтлик Чину хақанға!
Әзәлдин мәртни бир мәйдан синайду,
Трамп, тәмкин турдуң тәйяр боғушқа.
Қилдин қийиқ кәтсәң – болур қиямәт…
Дуния муһтаҗ сәндәк оғлан туғушқа.
«Уйғур үчүн қанун» пүтүп бәрдиңғу,
Яхшилиқ боламду униңдин артуқ.
Атамму қилмиған унчилик холуқ,
Тәндики бу җеним сән үчүн тартуқ.
«Уйғур үчүн қанун» пүтүп бәрдиңғу,
Мәрткәнсән, сахавәт саһибикәнсән…
«Аллаһ, бәргән әркин яшаш һәққини –
Тартивалмай, пухраға бәр!» дәйдекәнсән.
Манаста қар ялап ятқан чеғимда,
Қолумдин милтиқни тартивалған ким?
Шәрмәндә шу «Ялта шәртнамисида» –
Бар бәхтим боғулуп болғанди бәлким!..
Донал’д, әвлиядәк дана екәнсән,
Шәрмәндә шәртнамә ким үчүн керәк?
У дуния – бу дуния рази болардим,
Мошу давайимға боп қойсаң йөләк!..
Саңа керәк болса, сақлап қой уни,
Маңа керәк әмәс, уни житивәт.
Наһәқниң орниму әхләт сандуққу,
Наһәқниң йолини тосап-етивәт.
«Ялта шәртнамиси» саңа сир әмәс,
Уйғурни йәр билән йәксән қилғанғу!..
Сталин моңғулни қойниға тартип,
Уйғурниң дөлитин қурбан қилғанғу…
Шап бурут шу җаллат үч қетим сатти,
Һәр новәт бағримни тилип, қан қилди.
Езилгән әлләрниң қанхор «даһиси»,
Бешиға күн чүшсә, мени қалқан қилди.
Аләмдә техичә диктатор тола,
Бириниң инсап бар, виждани йоқтур.
Бирлири бозәкни бозәк қилмиса –
Яшалмас, сениңдәк виждани йоқтур.
Егисиз әмәсқу әсли бу дуния,
Бәзиләр аварә Худа болалмай.
Бәзиләр поканға байлиқни бесип,
Тәшвиштә сәрсандур «җуда» болалмай.
Жиркәнмәй явузни ялап жүргән көп…
Сән: «Хитай дунияға чоң ховуп!» дедиң.
Сәндәк оғул тапқан атаңға рәхмәт,
Әждиһардин қорқмас бир әр сән едиң!
Бир нәһрә тартқандиң, титрәп қоллири,
Тәстә тапқан вирус кәтти чечилип.
Уйғурға колиған ориға чүшүп,
Кавиги аләмгә кәтти ечилип…
Хәқниң пейин қейиш койида жүргән –
Қанхор Шиға лән’әт! Атсаң оқ зайә!..
Вирусқу бир күни тарап түгәйду,
Һәммидин ямини коммунист – ғайә!
Уни қилмақ керәк әлгә сазайә…
Үч новәт ярдәмгә қол сунсаң, Донал’д,
Билгәнсән немишкә қилди уни рәт?!
Миллионлап хәлқини тунҗуқтуруштәк –
Боламду җаһанда чоң бир җинайәт!..
Әҗдиһар өлсә қан ялап өлиду,
У ғалҗир ишт кәби талап өлиду.
Гаага сотиға бағлап бармисаң,
Дәмсәна у қанхор халап өлиду?!
Сән қатил Қасимниң әдивин бәрсәң,
Қанхор Ши, һумәйни һаза қилишти.
Сән сүкүт сақлисаң, Сирийәниму
Қиямәт қайимчүн база қилишти.
Бир калла кесәрни йоқатқан билән,
Йүз қатил қәлбигә салдиң ғул-ғула!
Җаһанни бир кезип чиққан билиду,
Мән Худа дәйдиған ахмақлар тола!..
Аләмниң бешиға болди чоң ғоға,
Қанхор Ши қолида ясиған оға!
Қиямәт қайимдин қутқузай десәң,
Яқаңға есилип чишләйду товва!..
Донал’д, сән болмисаң, басатти апәт,
Сән болмисаң, болар қирғин-қиямәт!
Сәнкәнсән аләмниң саһип қирани,
Сәнкәнсән инсанға бәргән бир амәт.
Падиша Худаниң – дәйду – сайиси,
Падиша хәлиқниң виждан номуси.
Нөширван Адилдәк падишакәнсән,
Трамп, сән бозәкниң пушту панаси.
Саңа ақ сүт бәргән анаңға рәхмәт,
Сени батур қилған әлгә тәшәккүр!
Һелиму дадихада сән бар екәнсән,
Саңа йолуқтурған Аллаһқа шүкүр…
Падиша – Худаниң сайиси, дәйду,
Шу сәвәп Аллаһқа йеқинсән бәлким.
Яр левигә келип қалғанда хәлқим,
Мени азат қилған сәндин бөләк ким?!
Алтунмекин десәм чечиңға қарап,
Трамп, билмәптимән тилла екәнсән.
Һәқ-наһәқ үстидә чидап туралмас –
Йәһва пәйғәмбәрдәк лилла екәнсән.
Әждиһар ағзидин сән қутулдурдиң,
Мән түгүл, йәр йүзи деди: «һәшқалла!»
Йәр шарин вабадин сақлиған қиран,
Саңа һәқәмсайә болғуси Аллаһ!
Саңа яр-йөләк Майк Пенс дайима,
Саңа қол-қанатқу дана Помпео.
Ағзидин чүшәрмәс «Уйғур қанунин»,
Нэнси ханим билән Марко Рубио.
Ейтимисаңму мениң көңлимгә аян,
Достлириң кимлигиң қилишар баян.
Уларниң сөзидин чачриған учқун –
Сениң ялқунлиғиң қилар намайән!..
Сән ким? Сән бозәкниң ғәмхор һамиси,
Махтинар АҚШ сәндин боп рази.
Заман теч болса дәп инсан тиләйду,
Адил шаһ, аләмгә болсаңчу қази!..
Сән қази болсаңла, ечилмас һази…
Чалвақап кәткән чағ яқисин тутуп,
Һәқ гәпни қанхорниң өзигә ейттиң.
Адаләт алиби болғачқа өзәң,
Пит көзгә қадилип, үзигә ейттиң.
Қанхор Мав муриди гепиңгә кирмәй,
Хәлқиниң пейини қийип ташлиди.
Қатил дәп атилип, тарихта қалди,
Уйғурниң пуштини қирип ташлиди.
Шунчила вәһшикән коммунист дегән,
70 жил чалвақап дәрван сүрүшти.
Өзи һарам туруп, һалални сотлап,
Хотуни қиз туғса, хәқтин көрүшти.
Өзи ясап, өзи чечип оғини,
Йәр йүзигә териветип ғоғини.
Төһмәт қилип, саңа артип қойғини,
Бу Худаниң уни қошлап урғини…
Сән адил падиша, бар һар-номуси,
Сән мәндәк бозәкниң һаман һамиси!
Сән йөләк болмисаң, мән мусапирниң –
Әрикни елишқа йәтмәс чамиси…
Һелиму бәхтимгә сән бар екәнсән,
Қутулди җаһан қош вирус-апәттин.
Бегуна хәлиққә сән саһип болуп,
Қутулди инсанлар бир қиямәттин!..
Кимниң пули өтсә, өтиду гепи,
Чүшмәйду тәңгидәк доллар қиммити.
Сәксәндин ашқанда билдим мән шуни,
Қиммити барларниң баркән һиммити.
Чинниң бутханиға кирмәс ламиси –
Рәсва боп қалдиғу көңүл алиси…
Чашқандәк йәклинип ур-урға қалди –
«Даһиси» – Ши – ғалҗир иштниң лалмиси!
Коммунист иблистин қутулдуқ шүкүр,
Көрсәткин бизгә тәң яшаш йолини.
Йолумда йолдаш бол, мәш’әл бол маңа,
Һөрлүккә ашиқ мән тутай қолини.
Уйғурстан болғанда вәйран – гөрстан,
Маңа тирәк болған, болған йөләк ким?!
Сират көригидә қалғанда тәнһа,
Маңа қол узатқан сәндин бөләк ким!
Сулайман шәйихкә миң мәртә лән’әт!
Мәнчүн бир дуаға яримиди у…
Бөрәк керәк чеғи Беҗинға барди,
Бешимда от көйсә, қаримиди у!
Миң жиллиқ мусулман турсам, кари йоқ,
Қара Хитай билән еғиз ялашса!..
У қандақ мусулман болсун? Гуман бар,
Техи мә’шәр күни җәннәт талашса…
Әзәлдин Чин хани – кесәл көрписи,
Вухән вируси у – Шиниң вабаси…
Сән болмисаң, бизму пүткән екәнмиз,
Сән екәнсән мәзлум әлниң панаси…
Көрдим дост-ағинә, қериндашларни,
Улар қол қоштуруп, қарап турушти.
Намаз оқуғанни – террорчи десә,
Тамашә көрүшүп, марап турушти.
Һелиму бәхтимгә сән бар екәнсән
Адаләт йолида алип екәнсән.
Һәқ-наһәқ үстидә Лилла гәп қилип,
Басқан һәр қәдәмдә ғалип екәнсән.
Сән тәхткә чиққанда қәсәмяд қилип:
«Ховуптин дунияни хали қилимән!
Америка хәлқини алий қилимән…»
Дегәндиң, мән уни яхши билимән.
Адәм нәсли өзи билән яшайду,
Әлгә ейтқан сөзи билән яшайду.
Сөзигә турмақлиқ мәртниң ишиғу,
Адәм әсли үзи билән яшайду.
Донал’д, сән вәдигә вападаркәнсән,
Һелиму бозәккә сән яр екәнсән.
Бир нәһрә тартипла паләч қип қойдуң,
Қанхорға тикилгән сән дар екәнсән.
Һелиму бәхтимгә сән бар екәнсән,
Техичә тирик тап ялмавуз тола.
Диктатор чоң болса Җаңзимин бола,
Йерим триллион $-ниң сориғи бола…
(Парихор, катипни күтәр Гаага!)
Һелиму бәхтимгә сән бар екәнсән,
Болмисаң, йәр шари чиқар оқидин.
Күндүзи Қиримни қанға патурди
Бир шумпән коммунист хош боп доқидин.
Худа бир сақлиди, сән бар екәнсән,
Коммунист дегәнләр – чумадәк вирус…
Җаһан теч болғанни техи көрмидим,
Нәдә оқ етилса, бар хитай, орус…
Вирус – җаллат Шиниң қәбиһ қурали,
Миллионлап хәлқигә қилди хиянәт!..
Ши катип қатилкән инсанийәткә,
Боламду буниңдин артуқ җинайәт.
Сән тәхткә чиққанда қанунни тутуп,
Ядимда немә дәп қәсәмяд қилдиң.
Пәм билән бир қәдәм бесип, мат қилдиң,
Коммунист кишинидин сән азат қилдиң.
Вәдигә вападар палван екәнсән,
Бирәр муш урмайла чиқтиң пуғандин.
Марисқа тақашти хәлқиңниң беши,
Рази боп, бүркүттәк қайтмас оғландин.
Мән сират көрүктә турғанда тәнһа,
Маңа қол узатқан сәндин бөләк ким?
Уйғур ели түрмә, дозақ болған чағ
Маңа мәдәт болған, болған йөләк ким?
Йеқинда «БМТ»да уйғурни қоллап,
Бирму мусулман әл қол көтәрмиди.
Хитайдин қорқушуп қилған қилмиши –
Дәмсина мени тирик өлтүрмиди?!
Бу кимдин кимләргә қалмиған җаһан,
Қени фашист Гитлер, Сталин җаллат?
Бирәвгә қилғини яниду һаман,
Бу өтнә аләм бу, бу өтнә һаят!..
«Җаһанни жутимән» дегәнгә тойсун,
Колиған ориға өзи чүштиғу!..
Худалиқ давасин қилған у мәл’ун,
Куңзиниң муриди, һарам пуштиғу.
Атсаң уни, оқниң һәққи қалиду,
Уйғурға ташлап бәр, алсун өчини.
Аләмниң адаләт алипиғу сән,
Шундақ қилсаң тетар қанун күчини.
«Ортақ инәктин оңчә мозай яхши»,
Мустәқил яшашқу мәхсәт-муддиа!
Ят көзгә тәлмүрүш җанға паттиғу,
Йетәр 70 жил қул болғиним аңа!..
«Дунияда һәммидин һаят бәк қиммәт,
Һаяттинму қиммәт меһру-муһәббәт.
Мән кечип яшидим һәр иккисидин,
Һөрлүк-азатлиқчүн, әрикчүн пәқәт».
Мениғу қутқуздиң шум әҗдиһардин,
Аләмни қутқузсаң бала-қазадин…
Адаләт алипи дегән намиң бар,
Саңа вәһи келәр әрши әладин.
Атом әсиридә яшаватимиз,
Билимиз машина маңмас моторсиз.
Атам заманлардин яшиған билән,
Тонулмас бир милләт сәндәк батурсиз…
Аләмниң яратқан барғу егиси,
Аллаһниң йәрдики сәнғу сайиси.
Сән болсаң зиминниң саһипқирани,
Бу җаһан тинчийтти, иманим камил
Течлиққу инсанниң изгү-ғайиси…
Маңа керәк әмәс, Автономия,
Автоном райондин кекирип кәттуқ!..
Қошма җумһурийәт һәтта болғум йоқ,
Мустәқил яшашқа мәнму һоқуқлуқ.
30 миллиончә уйғур хәлқим бар,
Ай-юлтуз туғум бар, дуния билиду.
Гербим, гимним, туғум қолумда турса,
Көптин күткән күнүм чоқум келиду.
Кәңгә – кәң дуния бу, тарға – тар дуния,
Көңли кәң өмүргә өмүр улайду.
Қанчә йол ториса қарға-қузғунлар,
Бәри бир пәзани Бүркүт сорайду!
Бәхтим болмас еди тәхтим болмиса,
Мениң амитимғу сениң барлиғиң.
Таки у қиямәт қайим болғичә,
Өтсә дәп тиләймән һөкмиң – ярлиғиң!..
Инсанни доллардин үстүн көрисән,
Инсан һәқ-һоқуқин туғ қип жүрисән.
Һәқ-наһәқ үстидә лилла турисән,
Шуңлашқа барчидин төрдә – өрисән!…
Бәхтимгә тоғрақтәк сән узун яша,
Мән саңа Аллаһтин өмүр тиләймән.
Бүркүттәк мәрданә оғлан чоң қилған –
Америка хәлқигә Рәхмәт дегәймән!..
Әҗдиһар билән сән елишқан оғлан,
Бүркүттәк етилдиң уни боғушқа.
Аяллар алими сезик боп қалди,
Қайта туғса сәндәк оғлан туғушқа…
Келәркән әлгә бир – әргә бир новәт,
Кәлди пәйт, бәргинә маңа бир пурсәт?!
Бу қетим пурсәтни қолдин чиқарсам,
Бешимда бир әсир болар қиямәт!..
Сән «Хитай вируси» десәң датлиди,
Мән дәймән Хитайниң өзи бир вирус!
У вирус болмиса, болмасти тәшвиш –
Билмәйду немә у – виждан, һар-номус…
Ши катип хәлқигә қилса вирус «соға»,
Трамп, сән әл үчүн җан тикип доға.
Инсанни вабадин қутқузуп қалдиң,
Бесилар җаһанға терилған ғоға,
Шиға керәк болар бәлки у оға!..
Ши вирус ясиса болуп пай-петәк,
Трамп, сән ваксина койида һәләк!..
Билинип қалдиғу кимниң-кимлиги…
Бунчила бузуқму чәрхиң, аһ пәләк?!
Трамп, сениң атаңға-анаңға Рәхмәт!
Мән жүрәк сөзүмни шеир қип пүттүм.
Мән мошу хуш күнни-җананға йәткән,
Тиңирқап ботидәк 70 жил күттүм.
Бәйтулла үстидә байрақни көрсәм,
Өмрүмдә бир қетим қақаһлап күлсәм.
Разидим елимдә коча сүпәрсәм,
Разидим өйүмдә пут сунуп өлсәм…
Абдуғопур ҚУТЛУҚ,
21-норуз, 2020-жил.