Abduweli-Ayup

Қазақ бағрим, уйғурни өчүрсәң хитай билән росни көчүрәмсән

Абдувәли Айуп

Бүгүн Қазақистандики уйғурларниң Қазақистан дөләт маршини синлиқ оқуп тарқатқанлиқи көрүп көзүмгә йаш кәлди. Бу маршни аңлап йиғлишим тунҗи қетим әмәс. Қазақистанниң дөләт марши хитай пайтәхти Бейҗиңда, қутлуқ норуз күнимиздә йаңриғанда шундақ йиғлиған, сәһнидә мәйдисини керип ейтиватқанлар вә төвәндә орунлиридин туруп кәткән қазақ достлирим билән қошулуп төкүлүп кәткән идим. Бу йашқа йенимизда, теғимизда вә беғимизда нәччә йүз йил биллә йашиған, қозилири вә қимизлири билән дастиханни мол қилған, биз билән өлүмдиму көрүмдиму биллә болған бағирлиримизниң һөрлүкидин, мустәқиллиқидин пәхирләнгән бир уйғурниң көңли, тәбрики вә тиләклири сиңгән иди.

Қазақистан мустәқил болған чағ 1991-йили қара қиш иди. Шу күни биз бәш алтә ағинә имтиһанларни унтуп Қазақистан үчүн йиғилған, бир кечә ухлимай қазақниң мустәқиллиқи үчүн бир биримизни тәбирикләшкән идуқ. У йәрдә бизниң Зунун Қадиримизниң қәбриси бар иди. У йәрдә бешини қиблигә әмәс или йолиға қаритип дәпин қилишни вәсийәт қилған Ғени батурниң қәбирси бар иди. У йәрдә бизниң мустәқил дөлитимизниң ахирқи султани Алахан салдурған мубарәк султан қорғанимиз бар иди. У йәрдә бизниң тунҗи уйғур җәмийитимиз қурулған, тунҗи пәнни маарипимиз башланған, биз уйғур дегән муқәддәс намимизни Алма -Атаға җуғлашқан зийалиларниң тәшәббуси билән тапқан идуқ. У йәрдә бизниң мустәқил җумһурийитимизниң ахирқи шаһитлири, қуманданлири вә рәһбәрлири бар иди. Биз Қазақистандики йолбашчиларни росниң қолидин қутулған Ғени батурниң нәврилирини, Нузугумниң варислирини башлап биз билән бир сәптә Вәтәнни қутқузиду, дәп ишинәттуқ. Биз Қазақистанниң мустәқиллиқи бизниң қазақларда мустәқиллиқ ирадиси пәйда қилиду, уйғур қазақ бирлишип, биллә сәп тартип мустәқиллиққә йол алимиз дәп хийал қилаттуқ.

Бүгүнки Қазақистанниң маршини оқуватқан қериндашлиримға қарап төкүливатқан йашлиримни сүртүп ойландим. Шу чағда сүргән хийалимға, қилған тамалиримға, күткән арзулиримға әпсусландим. Қазақистанда бүгүн дөләт марши оқуватқан уйғурлар көзүмгә бәшинҗи ийул паҗиәсидә үрүмчидә қолиға хитай байриқини көтүрүп намайишқа чиққан уйғурлардәкла көрүнүп кәтти. Дөләт икки уйғур бир, шәкил икки маһийәт бир иди.

Биз немишқа нәдә йашимайли даим садақитимизни билдүрүшкә мәҗбур болимиз? Немишқа бешимизға күн кәлгән, йаки шундақ күн келишни тәхмин қилған һаман садақәт марши оқушқа, садақәт байриқи көтүрүшкә мәҗбур болуп қалимиз? Немишқа ақ-қара зиддийити чиққан Америкида, Франсоз-мусулман зиддийити чиққан франсийәдә аз санлиқ һисаплинидиған қарилар дөләт маршини оқуп садақәт билдүрмәйду, немишқа пәқәтла биз тәләп қилинмиған садақәткә өзлигимиздин зорлинип кетимиз? Немишқа Түркийәдики уйғур сәрхилла түркләрдинму бәкрәк туркчи шуарларға мәптун болуп кетиду? Әҗәба буму садақәт җакарлашниң бир шәклиму? Биз садақәт билдүрүшкә немишқа муһтаҗ?

Хитай уйғурни вә қазақ, қирғиз, өзбек татарни лагирларға қамап дөләт маршини мәҗбури оқутса, Қазақистанда чиққан боранда биз шуниңға йәнә зорлинип қалсақ, шуни оқумай өзимизни дөлитимиздә йашаватқандәк һис қилалмисақ һә! Ундақта бизниң төлигән беҗимиз немигә тәвә? Шу дөләтнии қурушқа аққузған қан тәримиз немигә һисап? Қазақистанда уйғур қурған завут, уйғур салған базар, уйғур ачқан тиҗарәт бизниң садақитимизни испатлашқа йәтмәптиму? Қазақистанда Үрүмчи-Алмата арисида тиҗарәт қилип йүксәлгән уйғур байлар мәбләғни Қазақистанға салмай Ғулҗиға, Қәшқәргә, Үрүмчигә саптиму? Шуниң пайдисини Қазақистанға бәрмәй Щәшқәрдики Һейтгаһқа, Артучтики Сутуқ Буғраханиң мәсчитигә хәҗләптиму? Булар садақәт әмәсму? Уйғур байларниң вәтәндин доллар көтүрүп Қазақистанға көчүп чиққини садақәт әмәсму?

Биз уйғурлар һич бир заман қазақ бағирлардин бир нәрсә талашмидуқ, тарихтин бери қоғдидуқ, дүшмәндин тәң қоғдандуқ, улар билән миллий тоқунуш қилмидуқ. Компартийә уйғурниң ават шәһри Ғулҗини қазақ областқа мәркәз қилип бәрди, биз һич қачан биздин аз, аҗиз қазақ бағиларни тағқа қоғлимдуқ, әксинчә биздин нәччә миң һәссә күчлүк хитайни қоғлап, тиллап йаратмай патурмидуқ, урушуп өлтүрүлдуқ, намайиш қилип қирилдуқ әмма тән бәрмидуқ. Қәшқәргә барған миңлап қазақ сиңип кәтти иттәрмидуқ. Бизниң наһийидә қазақлар дегән йүрт бар һич биримизниң хийалиға уни өзгәртиш кәлмиди. Пүтүн уйғур ишлитидиған дәрслик китабимизда Таңҗариқ Җолдибайивниң нәзмилири бар иди, уйғур унвериститида қазақчә дәрс өтидиған профессолар бар иди биз һич қачан уни еливетишни, алмаштурушни, йоқутушни тәләп қилмидуқ! Силәргә немә болди туғқанлар?

Биз Вәтәндә ана тил даваси қилғанда қазақ бағирлар билән биллә қилдуқ. Тунҗи ана тилни қоғдаш мәслиһәт йиғинини Үрүмчигә мәшһур қазақ рестурани болған, қазақларниң әҗдади уйсунларниң намиға аталған җайда қилдуқ. Тутулуп қийнаққа чүштуқ әмма биз билән бирләшкән, бир нийәттә болған бирму қазақ зийалиниң, бирму қазақ өлиманиң, бирму қазақ байниң исмини, қилмишини дәп бәрмидуқ, һәммә җинайәтни өзимиз үстиләндуқ. Қени Қазақистандики әсли биздин болған вәтәндашлар, биллә йигән нанниң, билә йигән тайақниң, биллә йатқан лагирниң йүзи йоқму? Хитай йәнә немә қилса бирлишимиз? Хитай йәнә бизни немә қилип бәрсә бизниң һалимизға йетисиләр?

Хош, шуни сорап бақайли, Росму өзгәртмигән уйғур наһийисиниң нами кимниң нәригә тақашти? Бизләрни қул қилған орус қилмиған йаманлиқни қилиш қайси қазақ зийалиға, сийасийунға, қайси ақсақалға йарашити! Уйғурниң қан бағрини тилип, уларниң ата бовисидин мирас мубарәк топрақниң намиға көз тикиш немигә зөрүр болуп қалди? Шималда йүзләп росчә йәр исми турупту, миңлап қазақниң исми росчә болупту, қени шулардин башлимайлиму қазақлаштурушни? Йаки биздә исим росчә болуп кәтсун, ата макан Шәрқи Түркистанда намлиримиз хитайчә болуп кәтсун, хитай болуп кәтсәк, орус болуп кәтсәкму мәйли, пәқәт уйғурчә болмисила купайә демәкчиму? Сирикҗан русчә сөзлисә ғәзәпләнмәй, хитайчә сөзлисә ағринмай, пәқәтла Әркин Асийа радийосиға уйғурчә сөзлисә чидимай қалғиниңлар билән бу қилиқиңлар неманчә охшайду?

Қазақ бағирлар, уйғур аталған бир наһийимизниң наминиғу өчүрәрсиләр, Шималдики росларни көчүрәмсиләр? Силәрниң нефитиңларни өзүңләрдин қезип өзүңләргә сетиватқан, земиниңларда бай болуп питлинип йетиватқан, қизлириңларни пул билән сетивалған хитайларни қандақ қилмақчи? Орусқа йәтмигән күч, хитайдин Сайрагүлни, Өмәр Бекалини, Сирикҗанни қоғдийалмиған җасаритиңлар бизгә кәлгәндә бағҗанлап кәттиму?

Биз Қазақистанниң дөләт маршини Шәрқи Түркистан маршини сөйгәндәк сөйимиз, маршиңларни авазимизни қойуп берип ейтимиз, лекин ейтқан күнимиз бешимизға күн кәлгән, силәрдин дилимиз азар йигән, мәвҗутлиқимиз тәһдиткә учриған күн болмаслиқи керәк. Биз Қазақистанға қазақтинму бәк садиқлиқ билдүримиз, әмма у садақитимиз қорққанлиқимиз үчүн әмәс, хитай вә орус тартивалған һөрлүк, адаләт вә баравәрликкә еришкәнликимиз үчүн болуши керәк.

2020-йили 26-ийун