Abdulla_damollam
Абдулла дамоллам
Тевип — һөкима Абдулла дамоллам 1888-йили Хотән наһийисиниң Йеңиават йеза, Отун кәнти «Миң беши» мәһәллисидә олтурушлуқ тевип һөкима Рашидин һаҗим аилисидә дунйаға кәлгән. Йәттә йешиғичә аилә тәрбийисидә болған. 10 йашқичә өзйуртида оқуп савадини чиқарған. 1898-йили Хотәнгә келип, шәһәр ичидики «Шеһит бағ» мәдрисидә оқуған. 1912-йили бу мәдрисни пүттүрүп, Қәшқәргә берип, Қәшқәр ханлиқ мәдрисидә оқуған. 1916-йили Қәшқәрдә ханлиқ мәдрисни пүттүрүп, чәтәлгә чиқип, илгири — кийин Равулпинди, Карачи, Деһли, Бомбай қатарлиқ җайларда туруп диний билим алған. Кейин Бомбайда олтурақлишип қалған йәркәнлик Бавудун байниң тонуштуриши вә иқтисадий җәһәттә һәрайда оқуш йардәм пули вә турмуш йардәм пули бериши билән вәтәндаш савақдиши Һәсән Мөвливи билән биргә бомбайниң «Лакино» дегән йеридики «Лакино тебабәт шөйүәни»дә оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин йәнә вәтәндаш Баһавудун байниң иқтисадий йардими вә йоллуқи билән чәт әлдики 14 йиллиқ оқушини түгитип нурғун китаб, қол йазма, оқушлуқ, дора дәрманларни елип савақдиши Мөвливи билән биргә һәҗдин йанған карванларға қошулуп қайтип келип, шәһәр ичидики «Шеһит бағ» мәдрисидә мудәррслик қиғач йәнә бир тәрәптин тибабәтчилик билән шуғуллинип из басарлирини оқутуп тәрбийләш ишлирини қилған. Савақдиши Һәсән Мөвливиму башқа мәктәптиму дәрслик қилғач тибабәтчилик билән шуғулланған. 1956-йилидин өмриниң ахириғичә, Хотән наһийилик уйғур тебабәт бирләшмә амбулаторийидә кесәл көргәч тебабәтчилик из басарлирини тәрбийләп йетиштүрүш билән шуғулланған. Абдулла дамоллам тибабәтчилик илми бойичә әйни чағда чәт әлгә чиқип алий мәктәпниң мәхсус тәрбийисини алған үч нәпәр уйғур тебабәтчилик ишлириниң пишивалиридин бири (йәнә башқа икки нәпиридин биринчиси Һәсән Мөвливи, иккинчиси Абдукеримһаҗим)болуп, мәхсус оқуп систимилиқалий мәктәп тәрбийисини көргән. Әрәб, Парс, Ордо, Һинди, Түрк тиллирини пишшиқ игәллигән билимлик йетилгән һөкима болуп Әрәб, Парис, Ордо тиллиридики мизан тип, тебби әкбәр қатарлиқ нурғун китабларни тәрҗимә қилип, дәрс өтүп, Ели һаҗим, абдувайит һаҗим, Абдукирим һаҗим, Мәттурсун һаҗим, Һебибулла һаҗим, Мәттохти һаҗим, Турсун хәлипәм қатарлиқ тебабәтчилик мутәхәссислирини йетиштүрүп чиққан. Абдулла дамоллам әл арисида наһайити чоң һөрмәт көргән. Қәшқәрдә оқуғини үчүн, «дамолла», һендистанда оқуғини үчүн «мәвливи» дәп аталған болуп, әйни чағдики уйғур тебабәтчилик дохтурханисиниң әң чоң тебабәт пишивасииди. Абдулла дамоллам тәрбийиләп чиққан йуқири тебабәтчилиик мутәхәссислириниң көпи һазир аләмдин өткән болсиму, әмма уларниң көпчилики мудир вирач болуп, уйғур тебабити үчүн наһайити көп төһпә қошқан төһпикарлардур.
Абдулла дамоллам 1975-йили 9-айда 86 йешида аләмдин өткән. У аләмдин өткәндә, сәһийә назарити алаһидә тәзийә телигираммиси йоллап, аилисидин һал сораш билән биргә, бу тебабәт мутәхәссисниң вапатиға чоңқур тәзийә билдүргән. (Үстүнатуш маарип тори)