Qarluqlar xanidanliqi
У йғурларниң тарихта қурған дөләтлиридин йәнә бир дөләт — Қ арлуқлар ханиданлиқи
М уһәммәт Т урсун У йғур
Йеқинқи күнлэрдин буйан мәнбә издәш җәрьянида көримплииз билмәйдиған йаки диққәт қилмиғачқа йезилмиған вә тилға елинмихан, уйғурларниң тарихта қурған дөләтлиридин бири болған «қарлуқлар ханиданлиқи»ниң тарихи учрап қалди. Мән бу дөлитимизниң тарихи вә бир қисим пуллирини дәсләпки қәдәмдә йүзәки болсиму тәкшүрүп көргәндин кейин, аддирақ болсиму бу мақалини езишни мувапиқ көрдүм.
Қарлуқлар тарихта өткән һәрқайси түрк, җүмлидин уйғур қәбилилириниң ичидә муһим орун тутидиған бир қәбилә. Тарихта уйғур исми билән қурулған, уйғур дөлитиниң қурғучиси Қутлуқ Билгә Қаған (683 — 747) уйғур делитини қуруп чиқиш үчүн 742 — йили –ыы Шәрқи Көктүрк Қағани Өзмиш Қаған (740- 742) ни уйғурларниң мушу қарлуқ қәбилиси вә басмил қәбилилири билән бирлишип йоқатқан иди. Қутлуқ Билгә Қаған 744 — йили уйғур дөлитини қурған вақиттиму асаслиқ мушу қарлуқ қәбилиси в басмил қәбилилири муһим рол ойниған иди. Қутлуқ Билгә Қаған тунҗи қетим уйғурларниң өз исми билән аталған уйғур дөлитини қуруп чиққандин кейин барлиқ уйғур қәбилилирини тәкшүрүп, икки чоң тармақтин ибарәт 19 қәбилигә бөлиду. Улар он уйғур вә тоққуз оғузлар дәп атилиду. Бу қәбилиләр ичидә уйғурлар дәп аталған уйғур қәбилиси билән қарлуқлар болса тоққуз оғузлар дәп аталған тармақта йәр алған иди. Қарлуқлар йәнә 840 — йили Билгә Көл Қарахан рәһбәрликидә қурулған, 840 — йилдин 1212 — йилиғичә 372 йил һөкүм сүргән, уйғурлар тарихида қурған дөләтләрниң ичидә әң сәлтәнәтлик дөләтлэрниң бири болған қараханилар делитини қурғучи үч асаслиқ уйғур қәбилисиниң бирси иди (Турғун Алмасниң «Уйғурлар» дегән китабида, қараханилар дөлитини Билгә Көл Қарахан рәһбәрликидә уйғурларниң йағмилар, қарлуқлар вә чигил қатарлиқ қәбилилири бирлишип қурған дейилгән. Түрк мәнбәлиридә болса қараханилар дөлити қарлуқлар тәрипидин қурулған дейилгән).
Қараханилар дөлити 1042 — йили шәрқий қараханилар вә ғәрбий қараханилар дәп иккигә бөлүнүп кетиду. Шәрқий қараханилар дөлити 1211 — йили қитанлар (қарахитай) тәрипидин мунқәрз болиду. Ғәрби қараханилар болса 1212 — йили Харәзим шаһлар дөлити тәрипидин мунқәрз болиду. Харәзим шаһлар дөлити 1212 — йили һәм қитанларниму мәғлуп қилип йоқитиду. Шуниңдин кейин қараханилар дөлитиниң бир қисим земини Харәзим шаһлар дөлитиниң земиниға қошулуп кетиду. Әһвал мушундақ болғанлиқи үчүн бир қисим қарлуқ қәбилиси Харәзим шаһлар дөлити тәвәсидә қалиду.
1220 — йили Чиңгизхан рәһбәрликидики моңғул қошуни Харәзим шаһлар дөлитигә бесип кириду. 1222 — йили моңғуллар Харәзим шаһлар делитини тамамән бесивалиду. Мушу җәрйанда Харәзим шаһлар дөлити тәвәсидә қелип қалған уйғурларниң қарлуқ қәбилиси Сәйфеттин Һәсән Қарлуқ (Сейфеддин эль-Хасан Карлуг) рәһбәрликидә һазирқи Афганистан билән Пакистанниң оттурлириға тоғра келидиған йәргә келип орунлишиду. Буҗай Делһи султанлиқи (Дели Султанлыги 1206 — 1526)ниң земини иди. Сәйфеттин Һәсән Қарлуқ хәлқини мувапиқ орунлаштуруп болғандин кейин өзиниң Делһи султанлиқиға бойсунидиғанлиқини билдүриду. Делһи султани қарлуқларни қобул қилип, 1224 — йилидин башлап Сәйфеттин Һәсән Қарлуқни өз қәбилисигә валий қилип тәйинләйду. Қарлуқ қәбилиси бу тарихтин башлап Сәйфеттин Һәсән Қарлуқ башчилиқида Бамйан вә Қуррам вадилирини макан тутуп, Ғәзнә вә Бамиан дегән шәһәрлэрни мәркәз қилған һалда яшашқа башлайду.
Сәйфеттин Һәсән Қарлуқ билимлик һәм иқтидарлиқ киши иди. У бир мәзгил өзини оңшивалғандин кейин, 1236 — йили «қарлуқлар ханиданлиқи» намида дөләт қуруп мустәқиллиқ җакарлайду. Пайтәхти әһвалдин қариғанда дәсләп Ғәзнә шәһири, кейин Бамиан шәһири болиду. қҚрлуқлар ханиданлиқиниң нопусиму аз, долгий кичикрек иди. Бу дөләтниң шәрқи вә җәнуб тәрипи Деһли султанлиқи земини болуп, шимал вә ғәрб тәрипи моңғул империйәси земини иди. Қарлуқлар ханиданлиқи әнә шундақ интайин күчлүк икки чоң дөләт оттурисида болсиму Сәйфеттин Һәсән Қарлуқ дөлитини әқил вә қабилийитигә тайнип идарә қилиду, һәмдә устилиқ билән депломатик мунасивәт орнитип икки күчлүк қошнисиниң оттурисида тәңпуңлуқ рол ойнайдиған пайдилиқ вәзийәт шәкилләндүриду. Һәр икки дөләткә сода карванлири маңдурса, йәнә бир тәрәптин дөләт тәрәққийати вә игиликини тәрәққий қилдуруп хәлқини хатирҗәм йашаш шараъитигә игә қилиду.
Сәйфеттин Һәсән Қарлуқ мустәқиллиқ җакарлиғандин башлап дөлитиниң нами һәм өз намида күмүш в мистин наһайити көп пул бастурған болуп, униң көплигән пуллири қарлуқлар дөлитиниң пакити сүпитидә дәвримизгичә йетип кәлгән.
Сәйфеттин Һәсән Қарлуқ 1236 — йилдин 1249 — йилғичә 13 йил тәхиттә олтурған. У вапат болғандин кейин оғли Насириддин Муһәммәд Қарлуқ (Насыреддин Мухаммед Карлуг) 1249 — йилдин 1259 — йилғичә 10 йил тәхиттә олтурған. Қарлуқлар дөлити тарих сәһнисидә 1236 — йилдин 1266 — йилғичә қисқиғинә 30 йил толуқ мустәқил дөләт болуп һөкүм сүргәндин кейин Делһи султанлиқи тәрипидин бесивелинған.
Инглизчә вә түркчә мәнбәләрдә бу дөләт үстидә тохтилип; Сәйфеттин Һәсән Қарлуқниң пуллири, қарлуқлар дөлитиниң әйни вақитта хелила йоқири сәвийәдә тәрәққий қилған дөләт болуп, хәлқиниңму бай — байашат вә хатирҗәмлик ичидә йашиғанлиқиниң очуқ испати. Дәвримизгичә йетип кәлгән пуллар буде дөләттин мирас қалған муһим пакитлар болуп һэсаблиниду, дәп йазған.
Қошумчә:
Муһәммәд Имин Буғраниң «шәрқий түркистан тарихи»дики қарлуқ дөлити дегән бабта; һиҗри 134 — йили, милади 751 — йили қарлуқлар Зияд Бин Салих билән хитайниң Гавшәнҗи дегән қомандани оттурисидики Талас урушида хитайға қарши турған вә хитай әскәрлирини тамамән йоқитип, шу йили Бәшбалиқ, Имил вә Ғәрбий Алтайда бир қарлуқ дөлити қуруп чиққан. … Мана шундақ қилип қарлуқлар 751 — йилидин 861 — йилиғичә 110 йил толуқ мустәқил қалди… дәп йезилған.
Уйғурларниң тарихта қурған дөләтлири ичидики қарлуқлар ханиданлиқиниң техиму тәпсилий вә толуқ тарихини тарих тәтқиқатчи алимлиримизға һавалә қилимиз.
16.12.2024.
* https://en.m.wikipedia.org/wiki/Qarlughids
* https://en.m.wikipedia.org/w/index.php?title=Nasir_al-Din_Muhammad_Qarlugh&wprov=rarw1
* https://tr.wikipedia.org/wiki/Karluk_Krall%C4%B1%C4%9F%C4%B1
* https://tr.wikipedia.org/wiki/Karahanl%C4%B1lar
* https://tr.wikipedia.org/wiki/Harezm%C5%9Fahlar_Devleti
* https://tr.wikipedia.org/wiki/Karah%C4%B1taylar
* Шәрқий Түркистан тарихи, Муһәммәд Имин Буғра 1998 — йили Әнқәрә нәшри. 112 — 113- вә 511 — бәтләр.
* * * * *