Воскресенье, 22 декабря, 2024
Аммибаб

Меһнити барниң һөрмитиму бар

Азнат ТАЛИПОВ,
«Уйгур авази»

Елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев қазақстанлиқларға йоллиған мураҗиәтлириниң биридә «Милләтниң йеңи сапасини қелиплаштуруш – элимиз үчүн алаһидә муһим. Һәрбир пухра, болупму яшлар әң яхши пәзиләтләрни бойиға сиңдүрүши һаҗәт. Униң һәммиси бирикип, биртуташ җәмийәтниң пәзилитигә айлиниду» дегән еди. Яшларға һаят йоли үлгә-ибрәт болидиған алий пәзиләтлик инсанлар һәққидә йезилған мақалилар гезитимиз сәһипилиридә турақлиқ орун елип келиватиду. Төвәндики мақалә әйнә шуларниң бири.
Хәлқимиз арисидин йетилип чиққан көпқирлиқ зиялиларниң бири Ваққас Аббасоғли Мәмәдиновқа аит бу мақалини йезиштин бурун бираз ойлинишқа тоғра кәлди. Чүнки хәйрихаһлиқ ишлири һәққидә җар селишни яки тизип чиққанни Ваққас ака өзиму яқтуруп кәтмәйду. Һелиму ядимда, сөһбәтара «Ваққас ака, көплигән муһтаҗ инсанларни йөлидиңиз, ишсизларни ишқа орунлаштуруп, һаятиға йөнилиш бәрдиңиз, мәдәнийитимизгә аит өткүз үлгән көплигән паалийәтләргә мәнивий вә маддий ярдәм көрсәттиңиз. Неччилигән яшлиримизниң оқуш хираҗитини төләп, алий оқуш орунлирида оқутқиниңиздин хәвирим бар. Бирақ шу изгү ишлириңиз һәққидә мошу күнгичә «Мән мошундақ яхшилиқларни қилдим» дегән сөзни өзиңиздин аңлап бақмаптимән» дегәндим. Ваққас ака маңа җавап беришниң орниға ишханисидики тәкчидә тизилған китапларниң бирини елип, бәлгүләп қойған бәтни ечип алдимға қойдидә, сипайилиқ билән: «Қеринда ш билән сизип қойған йәрни үнлүк оқуғин» дәп қалди. Мән мәтинни аваз чиқирип, оқушқа башлидим:
«…Инсанларниң толиси риякарлиққа төзүп қалғачқа, бизгә бирәр-бир яхшилиқ қилса яки биригә ярдэм қилип қойса, биз уни «алий җанаплиқ» дәп санап кетимиз. У кишини улуқлап чоқунғили тасла қалимиз, биз бу ишни қалтис иш санап кетимиз. Һалбуки, башқиларға яхшилиқ қилиш вә яхши иш қилиш – инсанниң яритилишидики хислити вә қилишқа тегишлик ишидур. Худди пәриштәлэр гуна қилмайдиған, һайванлар ибадәт қилмайдиған қилип яритилғандәк инсан яхшилиқ қилидиған, яхшилиқни сөйидиған қилип яритилған мәхлуқтур. Бизниң ибадәтлиримиздин башлап барлиқ ишлиримиз риякарлиқ вә шәкилвазлиқ билән толуп кәткәнликтин, аримиздин бирәр қилишқа тегишлик яхши иштин бирини қилип қойса, биз һаяҗанлинип кетимиз, уни мах нажмите кетимиз, униң бу яхши ишидин һәйранлиқ һис қилимиз. Әслидә тамамән әксини қилишимиз керәк еди. Йәни биз яхшилиқ қилғанлардин әмәс, қилмиғанлардин һәйран қалсақ болатти…».
Тонулған диншунас алим Муһәммәт Йүсүпниң язғанлири арқилиқ мениң соалимға мән күткәндинму өзгичә, көңүл су ичкидәк җавап берилгән еди. Китапни көп оқуйдиған, ой-пикрини әтраплиқ йәткүзәләйдиған, һәрқандақ мавзуда музакирә қилиш иқтидари бар Ваққас ака бу қетимму мени қайил қилди. Шундақ қилип, бу йөнилистики сөһбәтниң «тувиғи» йепиқ бойичә қалди. Шу вақиә ядимда болғанлиқтин һәм сөйүмлүк гезитимиз сәһипилиридә униң тәрҗимиһалиға аит вә изгү паалийәтлири һәққидә көплигән мақалилар йезилғачқа, ей тилған пикирләрни қайтилашниң һаҗити йоқ еди.
Көрнәклик журналист Иврайим Баратовниң «Уйғур авази» гезитида 2004-жили йоруқ көргән «Варислиқ давам қилмақта» сәрләвһилик мақалисида «У өзиниң шәхсий мәблиғи һесавиға Уйғур в ә Панфилов наһийәлири билән Алмута шәһиридин турмуш шараити начар үч алиниң үч пәрзәндини Алмутидики алий оқуш орунлирида оқутуватиду. Уларниң алди бийил үчинчи курса» деп язғини мениң ядимда еди. Основные жилые дома, где вы живете, имеют обыкновение «қаракөзүмизниң» қошулғинини, и у них есть алий билим дергаһлидарид или утушни давамлаштурғиннини билимән. Уларға қоюлған бирла тәләп – тиришип оқуп, салаһийәтлик мутәхәссис болуш, шундақла билим елишиға шараит яратқан һамийниң бар екәнлигини җакалап кәтмәслик еди.

​ Айрим адәмләргә қилған яхшилиғиға тохталмисамму (ундақ ишлар наһайити көп) миллитимизни өзгә хәлиқләргә тонутқан паалийәтлирини йорутуп, пүткүл һаяти издиниш, үгиништин туридиған, өзини мәнивий вә җисманий йетилдүргән инсанниң яшлиримизға үлгә-ибрәт болидиған хисләтлирини атап өтүшниң артуқ болмайдиғанлиғини чүшәндим. Чүнки һәрқандақ инсанниң пән вә бәлгүлүк саһадики устазлири билән қатар һаят кәчүрүшни үгитидиған устазлири болиду. Қаримиғида ишлигән талай яшларниң бойиға турмушниң синақлириға бәрдашлиқ бериш һәм ички дуниясини һәртәрәмә йүксәлдүрүш роһини сиңдүрәлиди. Ваққас акиниң уларға дайим Емтидиғини «Өмүр пәқәт җан беқиштин турмайду. Инсан паниниядики өзиниң обризини һәрбир сөз-һәрикити, әмәллири арқилиқ тикләйду» дегән нәқилдин и барәт болуп, өзиниң бойидики мәдәнийәт, билим вә башқа алой пәзиләтлири арқилиқ уларға ибрәт болалиди.
Әмгәк паалийитини 16 йешида заводики станокта фрезеровщик болуп башлиған Ваққас ака мабада йеник санаәт саһасиға кәтмигән болса, униң дөләт яки һакимийәт органлиң биридә чо лавазимлиқ хизмәтни егиләш еһтималлиғи бәк жуқури еди. Чүнки өткән әсирниң йәтмишинчи жиллири Қазақстан ССР министрлар кеңишиниң әмгәк ресурслиридин пайдилиниш комитета чоң инспектор лавазимида хизмәт қиливатқан оттуз үч яшлиқ жигитни «Түскиіз» фабрикисиниң мудири Турсун Палташев өзиниң орунбасарлиғиға тәклип қилиду. Атиси Аббасқари, аниси Гүлбикә бәк қәдирләйдиған бу инсанниң тәкливини в рәт қилалмиди. Шуниң билән униң әмгәк палийити та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә йеник санаәт саһасидики карханилар билән мунасивәтлик болуп, устали Турсун ака Палташев билән ата-анисиниң ишәнчисини ақлашқа тиришти.
«Түскиіз» фабрикисиниң Шевченко (һазирқи Ақтав) шәһиридә ечилған шөбисини башқуруш вәзиписи билән Маңғыстав вилайитигә кәлгән пәйттиму ата-анисиниң жүрәк сөзлири уни ал ған билимигә, уюштуруш қабилийитигә тайинишқа, өзигә ишинишкә үндиди. Адәмниң муваппәқийити өзигә болған ишәнчидин башлиниду. Өзигә ишиниш – һәрқандақ синақтин сүрүнмәй өтүп, адәмни кәсиптә толуқ муваппәқийәткә эриштүрәләйду.
«Түскиізниң» өзи башқурған тармиғини чоң карханиға айландуруп, Форт-Шевченко, Ералиев, Жаңаөзен шәһәрлиридә шөбилирини ечип, миңдин көп адәмни иш билән тәминлиди. Мәзкүр нәтиҗә шу пәйтләрдә әндила қириққа кәлгән қиран яштики уйғур жигитиниң зор муваппәқийити еди. Қазақстан Җумһурийитиниң санаәт министрлиги Ваққас Мәмәдиновниң кичиккинә карханини ишләпчиқиришта көрсәткүчи жуқури шөбилири бар комбинатқа айландуруштики тәдбиркарлиқ, тәшкилатчанлиқ хисләтлирини байқап, униңға көп җәһәттин арқида қеливатқан Алмутидики кигиз буюмлири аяқ кийим фабрикисиға рәһбәрлик қилишни тапшурди. Аз вақитниң ичидә бу кархана әмгәк үнүми бойичә илғар ишләпчиқириш орунлириниң сепигә қошулди. Қабилийәтлик вә салаһийәтлик, өз ишиниң маһири сүпитидә тонулған рәһбәргә әнди министрлик иши жүрүшмәйватқан Қазақстан паңлар җәмийитиниң оқуш-ишләпчиқириш карханисиниң паалийитини җанландуруш вәзиписини жүклиди. Бу – җәмийитимиздә өзгиришләр башланған 1986-жил еди. Йәни Ваққас акиға мәзкүр карханини әң қийин пәйтләрдә башқурушқа тоғра кәлди. Қазақстан Җумһурийити өз мустәқиллигини алған жиллири базар ихтисадиға көчүш башлинип, ихтисадий касатлиққа учрашқа башлиған көплигән ишләпчиқириш орунлири йепиливататти. Имканийити чәкләнгән җанларға яр-йөләк болуватқан бу карханиниң һаяти үчүн «күрәшкә» ғәйритини, тәҗрибисини сәрип қилди һәм шәпқәтсиз ихтисадий боһран шараитида иш орунлирини сақлап қалалиди. Чүнки һәрбир аилә асриғучисиниң маашиға қанчилигән җанларниң қарап олтарғанлиғини жүриги билән һис қилатти. Рәһбәр салаһийити билән кархана әмгәкчилири үчүнла әмәс, уларниң аилә әзалири алдидики җавапкәрликни чүшинәтти. 24 жил мабайнида Қазақстан паңлар җәмийитиниң оқуш-ишләпчиқириш карханисиниң мудири вәзиписини атқуруп, паалийитини җанландурди, көплигән имканийити чәкләнгән инсанларға ғәмхорлуқ қилип, ярдәм қолини сунди.
«Бир кәсиптә муваппәқийәт қазанғиниң – хәлқиң үчүн қилинған хизмәтниң йетүк көрсәткүчи әмәс» дәп чүшәнгәчкә, яш пәйтидила устази Турсун Палташев билән хәлқимиз арисида әмәлгә ашурулған муһим паалийәтләргә өз үлүшини қошуп кәлди. Тәпсилатини ейтип кәтмисәкму, хәлиқ қәһримани Ғени батурниң Ғулҗа йолидики һәйкилини тикләштә устази иккисиниң һәссиси бар еди.
Қазақстан Җумһурийити өз мустәқиллигини алғандин кейин дөләт пухралири үчүн җәмийәтлик паалийәткә кәң йол ечилди. Хәлқимиз арисида уни җанландуруш арқилиқ миллий мәдәнийитимизни сақлап, әвлатларға йәткүзүш қатарлиқ изгү ишларни әмәлгә ашурғили болатти. Шу мәхсәт билән Қазақстан уйғурлириниң миллий ассоциациясини қуруш йолида Ваққас Аббасоғли көп күч чиқарди. Бу җәмийәтлик тәшкилатниң оргини ретидә «Әхбарат» журнали барлиққа кәлди. «Уйғурларниң миллий ассоциацияси» җәмийәтлик бирләшмисиниң вице-президенти сүпитидә хәйирхаһлиқ мәрасимларниң, мәдәний чарә-тәдбирләрниң өткүзүлүшигә зәмин яратти. Мәзкүр җәмийәтлик тәшкилат әзалири алим Шерипҗан Надиров, Тамара Мәмәтова, Гүлназ Искәндәрова, әдлийә хадимлири  Гүлинур Җаланова, Җасур Тейипов аһалиға өз һоқуқлирини һимайә қилиш асаслирини чүшәндүрүш ишлирини елип барди. Язғучи, шаирлиримизниң китаплири нәшир қилинди. Қазақ хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди, «Қара Бура» җәмийәтлик фондиниң президенти Қурал Ержанов билән һәмкарлишишиниң нәтиҗисидә Түркстан вилайитиниң Созақ йезисида истиқамәт қиливатқан уйғурлар билән мунасивәт орнитилди. «Қазанчи әвлия» дегән нам билән тонулған Абдуләзиз Қәшқәрийниң мазари қоршилип, мәрмәр таш орнитилди. Уйғур, қазақ, рус, инглиз тиллирида Созақтики паалийәтләрни баянлайдиған «Төрт дәрваза ичидики түгимәс сир» намлиқ һөҗҗәтлик фильм чүширилди.
Буниңдин хелә жил илгири уйғур, қазақ миллитиниң оғланлири Ваққас Мәмәдинов билән Қурал Ержановниң достлуғиниң арқисида «Ипәк йолидики достлуқ» мавзусида «дүгләк үстәл» өткүзүлди. Җәмийәт әрбаби, мәдәнийәтшунас Мурат Әвезов, академик Абдувәли Қайдаров, тарихчилар Мунир Ерзин, Хайролла Ғабжалилов қатарлиқ көплигән зиялилар қатнашқан бу мәрасимда милләтләр достлуғини чиңитиш, бирлигимизгә дәз чүширидиған һәрқандақ иғваларға йол қоймаслиқ һәққидә мәхсус қарар қобул қилинди.
Мажарстан (Венгрия) тәбиәт музейиниң илмий тәтқиқатчиси, антрополог, «Мажарстан-Туран» фондиниң тәсисчиси Андраш Биро Жолта билән Ваққас Мәмәдиновниң өзара достлуқ мунасивити икки хәлиқ арисидики изгү ишларға көрүк болди. Өзиниң йилтизини, тегини Мәркизий Азиядә дәп билидиған мажар алими Андраш Биро 2010-жилдин бери дуниядики икки йүз миллионға йеқин нопусқа егә түркий хәлиқләрниң вәкиллирини жиғип, Мажарстанда икки жилда бир қетим «Һун-түркийләрниң қурултийини өткүзүп келиватиду. Мажарстан һөкүмити тәрипидин һәртәрәплимә қоллап-қувәтләшкә егә бу чарә-тәдбиргә қатнашқан қазақстанлиқ уйғурлар делегациясигә рәһбәрлик қилди. Дунияниң жай-жайлиридин кәлгән меһманлар уйғурниң нағра-сүрнийини, нахша-сазини аңлап, бай сәнъитимиздин бәһирлинип, миллитимизгә болған қизиқиши техиму ашти. Парламент бенасида өткән мәрасимда Мажарстанниң дөләт әрбаплириға хәлқимиз намидин миллий чапан кийгүзүлди вә миллий чалғу әсваплиримиз тәғдим қилинди. Андраш Биро билән Мажарстанда яшлиримизни оқутуш һәққидә реҗиләрниму түзди.
Ваққас Аббасоғли шундақла Австралиядә истиқамәт қилидиған татар зиялиси Сөйүнгүл Чанишеваниң уйғур тилида йезилған «Көз йешида нәмлэннгән зимин» тарихий романини рус вә татар тиллирида чиқириш қа күч-ғәйритини сәрип қилди.
Маарип мавзусудики сөһбәтлиримизниң биридә Ваққас ака «Хизмәт баби билән айлимиз башқа шәһәрләрдә турди, пәрзәнтлирим шу йәрдики мәктәпләргә барди. Нәврилирим чәт әл тилини мукәммәл үгитидиған мәхсус мәктәпләрдә тәһсил көрди. Гайида уларни ана тилимизда билим беридиған мәктәпләрдә оқуталмиғиним ядимға чүшүп, өзәмни нақолай һис қилидиған пәйтрим болиду. Бирақ атам Аббасқари, анам Гүлбикәниң тәсири билән улар ана тилини унтумай, хәлқимизниң мәдәнийитини бойиға сиңдүрүп чоң болди» дегән еди. Хизмәттиму һәм аилидиму һәқиқий рәвиштә яр-йөләк болалиған, барлиқ карханиларда йенида әмгәк қилған рәпиқиси Рошәнгүл Абдурасулқизи билән тәрбийиләп, қа тарға қошқан қизлири Сәнәвәр, Мунәввәр, Зульфия – өз саһасиниң йетүк мутәхәсислири. Бирнәччә чәт әл тилини йетүк билидиған қизи Мунәввэр вә нәвриси Аббас өз алдиға чәт әлдә хәлиқара ширкәтни башқуруватса, Хушар чәт әлдики алий оқуш орнини ң ахирқи курсида оқуйду, Рамина шу алий оқуш орнида билим еливатиду, Аминәм өз мутәхәссислиги бойичә ишләватиду. Кәнҗә нәвриси Әмир спортниң дзюдо түридин йәткән муваппәқийәтлири билән бова-момилириға пәхирлиниш туйғусини һәдийә қилмақта.
Қазақ хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди Ахмет Байтурсынулы: «Бойидики борчини һис қилиш – билимниң иши, борчини ада қилиш –инсанийлиқ иши… Борчини билгүчиләр көпәйсә, ада қилғучиларни ңму көпийиши еһтимал» дәп қинидәк, өмүрниң сәксининчи давани атлиған Ваққас Аббасоғли Мәмәдинов зиммисидики борчини һис қилған һәм уни ада қилишқа аңлиқ һаятини сәрип қилған хәлқимизниң зиалиси. Хәлиқ, Вәтән алдидики мәҗбурийитини һис қилиш – мәртликниң ипадиси. Әнди мәртликниң әң чоң мукапити — хәлқиниң һөрмити. Чүнки әл-жутқа меһнити сиңгән инсанниң һөрмитиму, шөһритиму болидекән.

СҮРӘТТӘ:В.Мәмәдинов (оңдин солға) Г.Мәмәдинова, Г.Разиева вә М.Әвезов билән