Билим Ишқида
Армийә Ели Сайрами — Нимшеһит
Җаһан рәналири ичрә билимдәк бир гүзәл йар йоқ,
Билимдин өзгә тутқан йар, болур у гаһида бар — йоқ.
Қара қашлиқ толун айлар саңа бир нәччә күн йолдаш,
Әгәр сән пулдин айрилсаң сени ташлайду һеч ар йоқ.
Кирип нәпсиңниң кәйнигә, билимдин өзгә йар тутсаң,
Бешиңға чүшсә бир күнләр, у чағда сән кәби хар йоқ.
Қулақ салсаң муһәббәт әһлиниң пәрйади — аһиға,
Йүтүп зәрдап пирақтин дат демәктин башқичә зар йоқ.
Тәпәккур әйлисәң ишқи әсәрләрни уқуп һәрдәм,
қараңғу дәр йоруқ дунйани һәм аләм кәби тар йоқ.
Йүрүп мәнму гүзәл изләп җаһаләткә әсир болған,
халайиқ алдида йүрсәм, мениңдәк бәлки әғйар йоқ.
Һайатимға рәқибләр хатимә бәрмәкчи болғанда
қилип тәвбә болуп азад, дедим: бу йолда зинһар йоқ.
Парағәт истисәң әсла билимдин өзгә йар тутма! . . .
Сениң қәдриңни сақлашта билимдәк йахши һәмкар йоқ.
Һайатлиқта билим қандақ кишиниң йолдиши болса,
Қәйәргә барса баш қатмас билимдәк аңа ғәмкар йоқ.
Билимсиз сақ тениң һаман мәҗруһлардәк налә-пәрйадта,
Җаһан ичрә билимсизниң дилидәк әски бимар йоқ.
Билимгә ашна болсаң, оқуш ишқида булбул, бол,
өгәнмәккә маъарип бағчисидәк йахши гүлзар йоқ.
Бу кәң дунйаниң қандақ пучмиқиға баш тиқип йатсаң,
Билим тартип чиқар мәйданға һечбир кимгә әхбар йоқ.
Билим роһи озуқ инсан һайатиға әгәр билсәң,
Билимниң қәдрини билгән өлмәс буңа инкар йоқ.
Чапан һөрмәтлири һеч чағ чапандин айрилип қалмас,
Кетәр пулдин йиғилған һөрмитиң пул бирлә әсрар йоқ.
Чапан бирлә өзүңни парқиратсаң бир бойақчисән,
Билим әсири бүгүн сирлиқ чапанларға херидар йоқ.
Булардин қолға кәлгән абруй җинлар чүши охшаш,
Хийали бу тиләктә сениңдәк бахшиға җиндар йоқ.
Гуман қилма пәләкни һәр қачан бәхтиңгә чөргилимәс,
бүгүн бай, әтә сәндәк һеч гадай йоқ, бәлки қәрздар йоқ.
Билимдин чәттә көргән дөлитиң җанниң җапасидур,
Җапа қилмаққа җениға билимсиздәк зор ситәмкар йоқ.
Билимдин һәммә иш мәйданға чиққан әсирдур бу,
Билиш лазим, билимсизләргә бу әсирдә херидар йоқ.
Билимдин батиниң① нурланмиса, көңлүң қараңғу түн,
Қуйаш нуриға мункир② шәпәрәңләргә мәдәткар йоқ.
Земинни топ қилип ойнашни сән чақчақ гуман қилма!…
Һәқиқәттур бүгүн һәр иш, кәмәк ® тәк ,җаду — һәййар йоқ.
Әҗәбләнмә булар көңли билим нурида нурланған,
Шониңчүн көктә, суда, тағ, деңизда йүрсә дишвар йоқ.
Билимдин тағни бағ қилишта һечқандақ җапа көрмәс,
Һәсрәттин қан йутар надан кишиләрдәк җапакар йоқ.
Җаһиллар көңли түн охшаш, үни пәрқ әткили -болмас,
Қара түнгә шәпәрәңдин бөләк әсла тәләпкар йоқ.
Өзүң һәм «нимшеһит»бу пикириңниң тәстиқи бол қурбан,
Билимдин йүз өрүгәнләрдәк қаттиқ гунаһкар йоқ.
1936-Йил феврал, бай
①Батиниң — ички дунйайиң
②мункир — бу йәрдә өч, қарши дегән мәнидә.
③Кәмәк — қәдимки иран шаһлиридин җәмшитниң һәййари