Среда, 27 ноября, 2024
Уйғурлар

YaZGhUChI, ShAIR MERTIWISI — USY

ЯЗҒУЧИ, ШАИР МӘРТИВИСИ

 

Мән бу мақалини «немидин башлайкин», дәп жүргинимдә «Уйғур хәлиқ мақал-тәмсиллири» китавини варағдаветип, «Бегизни өзәңгә санчи, ағримиса башқисиға» дегән нәқил көзүмгә чүшүп қалди. «Әжайип сөзләр. Әндиликтә, йезишни йезип қоюп, кимду бирлириниң көңлини ағритип қоймай, йәнә», дегән ой кәлди мейәмгә. Вақит болғачқа, издәп, бүгүнки заманда бегизни учритиш қийинғу, ушлуқлуғи шуниңға охшайдиған төмүнә жиңнә тепивалдим. Билигимни ялиңачлап, тиқип көрдүм. Чимла қилип ағридидә, һәйәл қилмай қизил қан дүгләк тамчә һасил қилди. Қуяшниң йоруғида өзиниң һаятқа тәшналиғини көрсәткән қан тохтимай еқиватқан томурини қоғдиғуси кәлдиму, пал-пал қилип пақириғач, қарисам, аста қоңур һаләткә өзгирип, қетип қалди. Чүшәндим. Мошу һәрикити билән қан төмүнә санчилған төшүкни һимлап, пүткүл бәдинимни вирусниң тарилишидин сақлиди. Ойлинип қалдим. Жан татлиқ, сәздим, ағрийдекән. Тешилгән йәрму пүтүп, қайта сақийидекән.  Буниңдин: «жан ағримиса, қан чиқмиса  һаятниң қәдрини чүшинишму қийин» дегән ой туғулудикән. Женимниң ағриғини мейәмгә чақмақ тезлигидә буйруқ берип, һошумни жиғишқа  түрткә бәрди. Ойлиримни жәмлидим.

Әсли нийитим – қазақ қериндашлар билән қоюн-қолтуқ болушуп инақ жүргән, Қазақстан Язғучилар иттипақиға әза уйғур язғучи-шаирларниң мәртивиси һәққидә гәп қозғаш. Әнди ИЖАТКАР дегән хәлиқ бәкму назук келиду әмәсму! Бир еғиз гепиң кам, бири артуқ болуши турған гәп.

Язғучиларниң  һашамәтлик бенасиға 1991-жили май айлирида  қәдәм бесиптимән. Мән у вақта Язғучилар иттипақиниң әзасиму әмәс. Униңға пәқәт 16 жилдин кейинла, 2007-жили қобул қилиндим. У чағда иттипақниң рәиси  атақлиқ шаир Олжас Сулейменов еди, кейинирәк орниға Қалдарбек Найманбаев кәлди. Әнди уйғур әдәбияти секциясини иккила адәм–Әхмәтжан ака Һаширов билән Шайим ака Шаваев новәтлишип башқуруп жүргән заманлар. Шу жили «өзгәртип қуруш сәясити» овж елип, көплигән жәмийәтлик тәшкилатлар чечилишқа, гайилири бирикишкә башлиған. Жүмлидин, Қазақстан Язғучилар иттипақидиму қисқартишлар болуп, илгири катип болуп олтарған Ә. Һашировниңму орни бошайду. Қазақ қериндашларға рәхмәт.  Уни чәткә қақмай, тез арида егилик һесап асасида  уйғурчә «Арзу» журналини  бәрпа қилип, баш муһәррирликкә  Ә. Һаширий акини  сайлиди. Әхмәтжан ака маңа жавапкәр катиплиқ хизмитини тәклип қилип, турақлиқ мааш билән тәминлинидиғинимни ейтти. Әпсус… Шундақла, йәнә үч хадим ишлитиш мүмкинчилигимиз баркән. Қисқа вақитниң ичидә Савутжан ака Мәмәтқулов, Абдукерим ака Ғәниев, Аблиз ака Һезим, Саадәт һәдә Юнусовадин тәркип тапқан коллектив ишни башливәттуқ. Мән яш болғачқа, әһвал, вәзийәттин тамамән хәвирим болмиған екән. Кейин, кәч чүшәндим. Иттипақта үстәл бөлүшүш кампаниси вақтиға тоғра келип қаптимиз. Мүмкинчиликтин тоғра пайдиланмаслиқ ақивитидин «Арзу» журналини йепип, тарилипму кәттуқ. Уни тутуп қелишқа болаттикән…

Мақалиниң башлинишида мән бу вақиәни  немишкә әслидим? «Артуқ гәп» дейишиңлар турған гәп. Тоғра. Амма, мәзкүр мақалиға уттур алақиси бар үчүн мисал қилип алдим. Бөлмә бирла болғачқа, журнал материаллирини ишләш, тәйярлаш, уни нәшриятқа тапшуруш мабайнида Қазақстан Язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти кеңишиниң жиғинлириға, чоң язғучи-шаир акиларниң бир-биригә болған мунасивити, һөрмити, пикир алмаштурушлириға гувачи болғанмән. Қазақстан Язғучилар иттипақиниң «Арзу» журнали орунлашқан иккинчи қәвәттики 26-бөлминиң ишиги һәр дайим ижаткарлар үчүн очуқ болидиған. Һәм кәлгүчиләрниңму айиғи үзүлмәтти. Буниңдин жигирмә сәккиз жил илгири мән тиригидә көрүп, арилашқан миллий әдәбиятимизниң көк бөрилири Зия Сәмәди, Мәсимжан Зулпиқаров, Турған Тохтәмов, Долқун Ясин, Һезим Бәхниязов, Махмут Абдурахманов, Муңлуқ Бақиев, Әнвәр Лоқман, Рәхим Рози, Йүсүпбәк Мухлисий, Шайим Шаваев, Абдукерим Ғәниев, Мөмүн Һәмраев, Савутжан Мәмәтқулов, Камал Һасамдинов, Абдумежит Дөләтов, Патигүл Сабитова,  Бүвихан Әлахуновалар бир бөлмигә жиғилип қалғанда әжайип ишчанлиқ, меһриванлиқ  кәйпият һөкүм сүрәтти. Улар қақахлишип күлүшүп, чақчақлар ара пәқәт миллий әдәбиятниң гәплирини қилғанлиғини  аңливедим.  «Язғучиларниң мону қара чаңириғиниң едәнлиридә Һезмәт Абдуллин, Һезим Искәндәров, Илия Бәхтия, Жамалдин Босақов, Қурван Тохтәмов, Абдулһәй Розиниң излири бар» дәп бақийлиқ болған ижаткарларниң исимлирини әслишип, роһиға атап дуга қилидиған. Өткән күнләр билән селиштурғанда бүгүнки күнлүктә у һаләт йоқ. Иттипаққа кәлгүчи ижаткарларниң айиғи үзүлгән. Сәвәп һәр хил. Бирлири йешиға йетип  келәлмәйду. Қалғанлири көз қариши, мәмәданлиғи түпәйли. Әзаларниң көпи һәр хил жәмийәтлик тәшкилатларниң қатарида. Бу йәргә пәқәт өз даваси, мукапат елиш, әзалиққа өтүш әризисини өткүзүш үчүнла келиду. Роһиға атап дуга қилидиған әзаларни  жиғинға чақирип әкиләлмәйсән.

Өткән күнләргә қайтай. Көк бөрилиримиз  муһакимигә берилгән мәйли проза, мәйли поэзия бойичә болсун китапларға мунасивәтлик ейтиватқан пикирләргә ағзим очуқ қелип, тиңшаттим. Машинкида бесилған, сарғайған А–4 форматидики қол язмини  икки язғучилар иттипақиниң әзаси оқатти. Улар бу әсәрләрни қачан, қайси вақитта қарап чиқидиғанлиғини һазир ойлисам, вақит тапқиниға һәйран болимән. Чүнки уларниң көпи кәчкичә дөләтниң хизмитини қилип, кечиси өзиниң әсәрлирини язидиған һәқиқий қәләм маһирлири едидә. Раст, бу кишиләр дәсләптә сөзини махташтин башлатти. Әсәрниң бүгүнки заманға мас келидиғанлиғи, китапханни қизиқтуридиғанлиғини қәйт қилип, кейин һәр бир эпизодтики вақиәләрниң маһийитигә, жүмлә, қурлар, сөзләрниң тоғра яки орунсиз ишлитилишигичә болған арилиқларға өз пикрини ейтип, қәғәз қирини бояп, сизип, қип-қизил қиливетәтти.  Бәтниң өп-чөрисини көрсәң қорққуң келәтти. Қисқиси, үч, төрт саатқа созулған «йеңи әсәрни муһакимә қилиш» жиғининиң ахири «Қаламгер» меһманханисида давамлишип, техи қол язма шәклида турған келәчәк әсәрниң түзитишләрдин кейин китап болуп чиқишиға ақ йол тиләп йүз граммдин қеқишатти. Тәнқит ейтқан адәмләргә яман көздә қараш, нәпрәтлиниш һадисилирини задила байқимиған екәнмән. Мөтивәрләрниң дили пак болғанлиқтинмекин, ақ тиләклири яратқан егәмниң қулиғиға челиқип, бир жилдин кейин қарисаң, дөләт буйрутмиси асасида «Жазушы», «Мектеп» нәшрияти хадимлириниң қолидин йәнә бир қетим өтүп, китап болуп шәкиллинип, херидарларға сапалиқ әсәр келип тегәтти. Һазир «Жазушыму» йоқ, «Мектепму» йоқ. Ижаткарларниң, асасән уйғур тиллиқ китапханларниң дәрдини һөкүмәткә йәткүзидиған инсанму йоқ. Өз һесавимға мән китап чиқарсам Челәк тәвәсигә, йәнә бирси чиқарса Уйғур яки Яркәнт тәвәсигила шу муәллипниң китави бариду. Чүнки у шу жутниң. Ахир немә болуватиду? Уйғур шаир, язғучилирини мәктәп оқуғучилири билмәйду.

Һазир ойлаймән. Әгәр шу заманларда қәдирлик акилиримиз билән һәдилиримиз ейтқан тәнқидий пикирләрни, камчилиқларни бүгүнки заман ИЖАТКАРлиримиз аңлиса яки көрсә, иккинчи қетим қолиға қәләм алматти. Ундақ дейиштики сәвәп, һазир ижаткарлиримиз бир топлам әмәс, бир мисра шеирини өз ара һәшләргә көтирип махтишиду. Әнди чиққан топламларни оқусаң, ичиң илишиду. Язғучилар иттипақи тәрипидин назарәт болмиғачқа һәр ким халиғиничә йезип, содигәрму, қассапму, қисқиси …?  барниң һәммисила шаир, язғучи болуватиду. У китапларға пикир язидиған филолог алимларму йоқ. Мундақ әһвалда миллий әдәбиятимизда тәрәққият боламду? Һеч қачан. Шаир, язғучиниң мәртивиси көтириләмду? Яқ! Һарамлиқтин, тәхсивазлиқтин, ялған мәдһийә-махташлардин қутулмиғичә язғучи шәни көтирилмәйду.

Бүгүнки күнлүктә Уйғур әдәбияти кеңиши йәнила өз ишини давам қиливатиду. Қириқ жилға йеқин өмри язғучилар иттипақида өткәшкиму, ахирқи он үч жилда уни Әхмәтжан ака Һашири башқуруведи, һазир мана икки жилдин ашти Патигүл Мәхсәтова ишни давамлаштуриватиду. Қазақ қериндашларға рәхмәт, илгәркиси дәсләптә мааш, кейин дөләт стипендиясини һәр жили өзила елип ишлиди һәм һазирму мәңгүлүк еливатиду. Орден, медальлар, һәр хил дәрижидики мукапатларниму алди. Йәнила биз «Қазақстан Язғучилар иттипақи уйғурларға һеч немә бәрмиди» дәп котулдаймиз. Чидамлиқ екәнмиз.

Бүгүнки күнлүктә кеңәш тәркивидә Абдуғопур Қутлуқов, Абдухалиқ Махмутов, Әхмәтжан Һашири, Мәмтимин Обулқасимов, Жәмшит Розахунов, Әкрәм Садиров, Йолдаш Азаматов, Хуршидәм Илахунова, Илахун Һошуров, Илахун Жәлилов, Алимжан Бавдинов, Дүрнәм Мәшүрова, Патигүл Мәхсәтова, Әкрәм Әхмәтов, Авут Мәсимов, Гүлбәһрәм Хошаева, Шавкәт Нәзәров, Тельман Нурахунов, Гүлнарәм Авутова, Рәхмәтжан Йүсүпов,  Молутжан Тохтахунов кәби Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзалири бар. Кеңәш заманиниң тизими билән бүгүнкисини селиштуридиған болсақ, мақалиниң башлинишида аталған  «көк бөрилиримизниң» салмиғи бесим. Сәвәп, уларниң китаплири хәлиқ қолиға тариған. Ой-пикирлири  китапхан дилиға сиңгән. Чүнки һөкүмәт болған, қариған. Бүгүнкилириниң китаплири пәқәт өзлириниң вә уруқ-туққанлириниңла қолиду. У заманларда хәлиқ язғучиси, түрлүк фестивальларниң лауреатлири, роман, дастанларниң муәллиплири болған. Һазир, байқисаңлар,  һәтта «хизмәт көрсәткән» дәп нам йоқ. Йә биз шу мукапат дәрижисигә йәткидәк әсәр язалмидуқму?  Һәр қайси ИЖАТКАРниң язғини пәқәт өзигила  надир. Бүгүнки бизниң әһвалимиз шуниңдин ибарәтки, Қазақстан Язғучилар иттипақиға әза Уйғур әдәбияти кеңишиниң  йәтмиш паизи йеши әллик билән сәксәнниң арилиғидикиләр. Бу әһвалда яшлиримизниң келип, язғучилар сепигә әза болуп қошулғини, тәжрибә топлиғини яхшиди.

Пикримни давамлаштурай. Кейинки вақитларда гезит бәтлиридә төвәндики мәзмунда мақалилар пәйда болмақта. «…Бүгүнки заманда «ямғурдин кейин пәйда болған гүмбидәк» кәйни-кәйнидин йетилип чиқиватқан язғучи билән шаирсимақларниң тохталсиз йезип чиқириватқан китаплири билән топламлири. Уларни оқуп көрсиңиз, дилиңиз езилиду. Ундақ дейишимниң сәвәви, әйнә шу “язғучилар” талантлиқ, пәлсәпәвий мәпкүриси үстүн шаир-язғучилиримизниң намиға дағ чүширип, аброй-шәнини дәпсәндә қилмақта. Мундақ «талантлиқларға» тәнбиһ беридиған цензура яки әдәбият һәйъити болмиса, бәдиий әдәбиятимизниң келәчигиму чүшкүнлүккә учриши мүмкин» дәйду пешқәдәм устаз Худавәди Мәңсүров.

Тоғра, талантлиқ, пәлсәпәвий мәпкүриси үстүн шаир-язғучилиримизниң намиға дағ чүшүп, мәртивисиниң, аброй-шәниниң дәпсәндә болуватқиниға хелә болди. Униңға йол қойған, йеңи әсәргә пикир алмаштурушни йоқ қилған  йәнила биз, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзалири билән филолог алимлар. Начар әсәрләргә вақтида баһа бәрмидуқ. Гуна өзимиздә. Гезит, журнал муһәррирлири пул бәрсә яки көзини қисип қойса, яримайдиған һекайә, шеирларни түзәп, әвәшкә кәлтүрүп талийини ИЖАТКАР қиливәтти. Униңға торлардики йезилған хәвәр, ижатлар гувачи. Һазир улар мәпкүриси үстүн язғучи, шаирларни көзгә илмайду. Әлвәттә, һәр кимниң өз язғини өзи үчүн надир әсәр. Гәп йоқ. Йәнә бир ечинидиған йерим, әйнә шу гайи әзалар әсәрниң начарлиғини көрүп туруп, «көңли қалмисун дегәнликни қилип» махтап кетиду. Әнди хошамәтчилик әдәбиятта ятлиғини  чүшәнмәйду?

Әндиликтә йәнила шу мәңгүлүк соалға келәйли. Немә қилишимиз керәк? Қедимий дияримиздики әдәбият, мәдәнийәт, сәнъәт мүшкүл әһвалда, йол торағлиқ турғанда Қазақстандики ижаткарлар уйғур әдәбиятиниң тәрәққитиға жан дили билән берилиши, күч-қудритини сәрип қилиши керәкмекин. Чүнки униң кәйнидә милләт тәғдири туриду. Биринчи новәттә хошамәтчиликтин қутулушимиз, мерәзлик қилишни тохтитишимиз лазим. «Мән ундақ язимән, мундақ язимән. Маңа һеч ким тәң келәлмәйду» дегәнликни қояйли. Назарәт ишини қолға елип, биринчи новәттә Уйғур әдәбияти кеңиши тәркивидики Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзалириға жавапкәрлик жүкләш лазим. Жавапкәрликни сәзмигән әзалар болса өз хаһиши билән кетиши керәк, орниға жавапкәрликни чоңқур сезидиған яшларни алған орунлуқ. Шундақла, һәр қандақ уйғурчә йезилған чоң-кичик йеңи проза, поэзия бойичә әсәрни әң болмиғанда бир Язғучилар иттипақиниң әзасиға оқутуп, язған пикрини умумий жиғинда дәлилләп, шуниң асасида Уйғур әдәбияти кеңиши мәхсус жиғинда қарар елишини, нәшриятқа тәвсийә қилишини қоллаймән. Кеңәш дәвридикидәк дөләт буйрутмиси асасида  китап чиқиридиған нәшриятлиримиз болған болса бу гәпни қилмас едуқ.  Ишни қанчә тез арида қолға алсақ, пәқәт әдәбиятимизнила әмәс, шаир, язғучи дегән мәртивини, намимизниму сақлап қалалаймиз. Һөкүмәт даирисидә Қазақстан Язғучилар иттипақини таратмай, немишкә тутуп туриду? Чүнки у тәшкилат әдәбиятниң тазилиғини назарәт қилиду. Һазирға немә болуватиду? Халиған адәм, жәмийәтлик тәшкилатлар әдәбий бирләшмиләрни қурувелип, ижаткарларни «иккигә» бөлүп, пәқәт өз мәнпийити, көңлигә яқмиғанлардин өч елиш үчүн пайдиливатқанлиғи ашкарә көрүнүп туриду. Көрүнгән адәм әдәбиятқа қол салмиши керәк. Әң болмиғанда әдәбият кәби муқәддәс сөзни һөрмәтлигән һалда, дилимизни пак тутуп, паскиничилиққа маңмай, адил әмгәк қилидиған  вақит аллиқачан кәлдиәмәсму, достлар?

Миллий әдәбиятимизни таза сақлап қалимиз десәк бир биримизгә алилиқ билән қаримайли. Мәмәданлиғимизни қояйли. Бүгүнки әдәбиятимизға вакаләтлик қилип жүргән чоң әвлат вәкиллири биз болуп турғинимизни, бирбиримизни тәңситмәй жүргинимизни яшларму байқаватиду, көрүватиду. Уларму үлгә елип, бу иш жәриянини һелитин башлиғанлиғи әпсусландуриду. Мерәзлик, һарамлиқ иш-һәрикәтлиримиз билән биз пәқәт өзимизгә, миллий әдәбиятимизға чиртмақ салимизғу!?

«Һәриниң чеқишиға чидиған һәсәл йәйду» демәкчи, адил тәнқитни қобул қилған ИЖАТКАРла әдәбият мәйданида муваппәқийәткә йетәләйду. Язғучи-шаирниң мәртивисини қоғдаш арқилиқ талантини көп жиллиқ шижаәтлик әмгиги түпәйли дәлил қилалайду. «Әдәбиятта көрүнүш үчүн әдәбиятқа көп жиллиқ өмриңни беришиң керәк. Шу чағдила униң йемиши болиду. Жигирмә яшта шеирийәттә классик атилип қелишиң мүмкин, амма прозида тинмай ишләш арқилиқла шу дәрижигә йетисән» дегән ибарини йәнә қайтлиғум келиду.

 Авут МӘСИМОВ. Язғучи.