Роһлар сөзләйду
Абдумеҗит ДӨЛӘТОВ
РОҺЛАР СӨЗЛӘЙДУ
АТУ
«1918-жилқи Ату шейитлири хатирисигә беғишлаймән»
Муәллип.
Гөзәл баһар кәлгинини биләмсән,
Гүллиридин бәргинини биләмсән.
Матәмлик дәм-дәқиқиләр қәлбиңгә,
Қайғу-ситәм салғинини биләмсән?
Шу жилиму баһар кәлгән, баһарди,
Үмүт ичрә аңа адәм бақатти.
Күн узирип һәр тәвлүктә,
пәләктин,
Ана йәргә қуяш нурин яқатти.
Йәттисуниң қойни шунда аватти –
Аққан сүйи дәрияларда наватти.
Немә дәйсән?
Әтрап бәкму җанлинип,
Мошу өзи бәхитлик бир һаятти.
Уйғур әһли һәммидинму мөмүнди,
Көрәр көзгә бәлки бәхти пүтүнди.
Булбул сайрап ишәнч-үмүт беғида
Яхшилиқлар пәқәт әвлат үчүнди.
Течлиқ турмуш
өтәр еди күн бир хил,
Әшу күнләр чиққан охшаш үн бир хил.
Көпчилик әл шүкри әйләп турмушқа,
Сарайлардәк көрүнәтти тағ еғил…
Ғулҗа йоли…
Барақсан қош қанити,
Һәр қәдәмдә билинәр карамити.
Ғулҗа йоли…
Өткән қанчә карванлар,
Җаңзиларда қонған адәм… вә ети.
Ғулҗа йоли,
Сәндә арзу-арман бар.
Қара пәрдә тартқан мунда асман бар.
Келәчәккә оқ етилған әшу жил,
Кәңри аләм улар үчүн болған тар.
Ғулҗа йоли…
Сәндә хәлқим болған хар,
Наһәқ оққа учқанларниң аһи бар.
Ғулҗа йоли…
Аһ, қан тамған бойида
Йүзләп, миңлап қийилған җан зари бар.
Немә бала?
Немә апәт?
От кәлди?!
Зар қахшитип уйғурларни – теч әлни.
Немә демә, немә ейтма,
Қандақ сән,
Қуруқ қолда тосалайсән бу сәлни?!
Сән биләмсән?
Баһар қучақ ачқанди.
Гүлму қизил, суму қизил – ташқанди.
Миңлап уйғур қени йәрни бойиған,
Амәт-бәхит биздин жирақ қачқанди.
Сән биләмсән?
Гүлләр чечәк атқанди,
Чечәк етип… – қоғушундәк қатқанди.
Көмүп-чәйләп из-көзини уйғурниң
Бил, «Атудин» қанлиқ кепән япқанди.
Мәлилириниң айлинип җәбирстанға,
Тирик қалған йол салған қәбирстанға.
Қизил җаллат наһәт атти уйғурни,
Шуни көрәр көз бармиду җаһанда.
Қаттиқ җәң боп
Алмутида – сепилда,
Йеңилипту һуҗум қилған уйғурлар.
Немә қилар?
Әнди қандақ боларкин?
Теч ятарму ғалип чиққан қанхорлар?!
Надан әлни әгәштүрүп арқиға,
Ташлап бәргән ғалҗир бөрә ағзиға.
Аман қалди қазиғорус,
уйғурниң
Бәг, болуси мөкүвелип далдиға.
Бәзилири қечип чәткә үлгәрди,
Ташлаветип әҗдат сөйгән әл-йәрни.
Улар үчүн, қачан болсун турмушта,
Бир тийинғу аддий пухра аһ-дәрди.
Бу ғазатни аңлап қелип Челәктә,
Милләт ғемин байрақ қилип жүрәккә.
Әзимәтләр чиқти мәйдан — оттурға,
Жутни сақлап қелиш-изгү тиләктә!
Бири қолға тутқан чалға-оғақни,
Бири бәлгә қистурупту пичақни.
Һә бирлири йол чеңини тозитип,
Көтирип қолда таяқ-тохмақни.
Төрт йүз дукан…
Ишиклири йепилған,
Жутниң гоя бәрикити чечилған.
Челәк үстин қара булут қаплиди.
Амма һеч ким йоқ уйғурға қетилған.
Төрт йүз дукан бар еди бу мәлидә,
Кимләр нәдин кәлмәтти бу мәлигә?!
Челәк даңқи кәткән хелә жираққа,
Озуп чиққан тулпар кәби бәйгидә.
Сода-сетиқ гүлләндүргәч бәрини,
Үзүлмәтти содигәрләр карвини.
Деханчилиқ, һүнәрвәнлик
уйғурниң
Әзәлдинла өмүрдики нан – қени!
Һәй, бечарә, бозәк хәлқим, бар хәлқим,
Көрүнгәнгә, көргәнгила хар хәлқим.
Тар өйигә сиғдурсиму аләмни
Әшу аләм униң үчүн тар хәлқим.
Чоң ғазатқа атландуқ дәп җар селип,
Маңған йоли кәтсиму һәм яр елип,
Қозғалғанди һәр мәлидә
уйғурлар
Ой-туманлиқ, мәхсәт – тутуқ, тар қелип…
Улар көрмәй келиватқан балани,
Йәттисуда булғанған йәр-һавани.
Бегуна хәқ йүзләп, миңлап қирилип,
Кимга ейтар дегин кейин давани…
Ташкәнт яқтин кәлгән җаллат Мураев,
Уйғурларға уюштурмақ ойи – ов.
Төрт йүз әскәр – милтиқ, қилич, пулемет,
Адәттики әмәс еди бу шав-шув.
Большевиклар қоллап уни шу вақит,
Қончисиға чүшкән охшаш гоя пишт.
Тинич ятқан мәлиләргә етилди.
Қан ичәрләр – қутириған ғалҗир ишт.
Йеңишәр – бәк гөзәл уйғур йезиси,
Беғи – бостан, иш қайниған етизи,
Шу күнгичә һеч немидин хәвәрсиз,
Ғәмсиз өсүп кәлгән жигит вә қизи.
Бағлирида яңрап булбул наваси,
Тәнгә дава еди сүйи, һаваси.
«Йеңи шәһәр» — Йеңишәр дәп атишип.
Дейишәтти: «Йоқ бу жутниң баһаси..».
Уйғур гүлләп, уйғур яшнап бу жутта,
Муһәббити чәксиз еди өз жутқа.
Нәдин билсун,
Бир дәмдила йәр көйүп,
Йетишини өлүп – пүткүл әр оқта.
… Әтигәндә кирип кәлди әскәрләр,
Әл ичидә тарап әнсиз хәвәрләр.
Күндә бу чағ пәрваз әйләр асманда,
Угисидин чиқмай ятар кәптәрләр.
Бир балани сәзгән кәби ишт-мөшүк,
Питрап кәткән һәр таманға – бәкму шүк.
Теч милләтни хорлиғанда җаллатлар,
Болалайду ким панаһи, ким түврүк?!
Қуралсиз әр, панасиз жут – нә чарә,
Яв алдида күч – қувәтсиз, бечарә.
Улар үчүн виждан – номус бир тийин,
Әжәл чачар, жүрәкләрни қип парә.
Өй арилап һайдап чиқар бәрини,
Қоймай һәтта бөшүктики балини.
Торавелип һәммә яқни – еғилдин
Чиқарғузмай қойди ешәк-калини.
Пүткүл хәхни топлимақта йәргә бир,
Һеч ким билмәс,
Немә мәхсәт? Немә сир?
Бар тәрәпни қоршавалған әскәрләр
Гәп қилишму, нәпәс елиш бәк еғир.
Пичирлашқа йоқ амминиң дәрмани,
Тамам йоқап, пүткән әниң армини.
Пулемет вә милтиқларниң астида,
Баш егилгән, қалмиған һеч амали.
Күтүшмәктә, күтүшмәктә,
немини?
Долқун елип қачқан охшаш кемини.
Ким көтирәр, ким өчирәр, ейтқина,
Башқа чүшкән жутниң қайғу-ғемини.
Қара булут қаплавалған асманни,
Салған охшаш тавутқа нур – арманни.
Үмүтләрни вәйран етип,чөктирип,
Йә бастиму топан сүйи җаһанни.
Күтүшмәктә…
Ахирини, һәммә җим.
Тәбиәт җим, адәмләр җим, қул – житим.
Бәзи қизлар янса ғәзәп отида,
Амал қанчә?!
Көз-яш қилар жигитниң…
- Йәшмәй туруп бөшүктики баламни,
Әндила мән сеғип чиққан каламни.
Пиширәй дәп сүтни қуюп қазанға,
От қалиған – әгип очақ – арамни…
Елип чиқти пишәргүзмәй сүтүмни,
Өчәргүзмәй очақтики отумни.
Нәдин кәлгән, немә қилған апәт бу,
Әнсизликкә салған мәлә-жутумни? —
Дәп бозлайду арилиқта бир аял,
Амалсизлиқ, хорлиништин дили лал.
Қурал турса җаллатларниң қолида,
Қечип чиқип йетишкә йоқ һеч амал.
- Бизни әнди қоюп бәрсә болатти,
Өзлири һәм чапсан кәтсә болатти.
Бедисини оруп бағниң биз қалсақ,
Мәнзилигә улар йәтсә болатти. –
Дәйду саддә яп-яш уйғур жигити,
Әндила хәт тартқан униң бурути.
Билмәйду у,
Йән бир аз чағ өтүп,
От ичидә қаларини әл-жути!
- Немә гуна қилип қойдуқ?
Билсәң, ейт, —
Дәп аһ урар топ ичидә мойсәпит.
«Жиғип қойди бизни мунда қой охшаш»
Пичирлайду, жүрәк-бағри боп тит-тит.
Гунасиз әл башни егип турупту.
Бу турушни һәр ким һәр хил җорупту.
Миңлап мунда… һайдап кәлгән әрләрниң
Һазир оқат өләрин ким билипту?!
…Әву киши
Туңган яки у татар…
Әтигәндин сезип билгән бир хәвәр.
Ат чаптуруп кетип қалар нәгиду,
Һәйәл қилмай қайтип келәр…
Басқан тәр.
Мәхсәт немә?
Немини у көзләйду.
Топ тәрәпни көрситиду, сөзләйду.
Җанни тикип ахир икки арида
Өзичә бир һәқиқәтни издәйду.
«Яқ» җававин алған чағда йәнә у,
Ат чаптуруп кетип қалар нәгиду.
«Мән кәлгичә теч хәлиққә тәгмәңлар,
Йәнә барай…
Дәйдиғиним мана шу..»
Аз вақ өтмәй йетип кәлди у йәнә,
Қолида бир кичик қәғәз бар әйнә.
Қара тәргә чүшкән шунчә,
көпчилик
Һәммә яқтин бақар аңа һәйранә.
Тутуқ турар Йеңишәниң асмини,
Әнсизликтә бақар аңа яш – қери.
Һәй, бечарә, мөмүн әлниң мәшәдә
Йешилмәстин қалмиғеди җан сири…
…Әву киши,
Туңган яки у татар.
Бир мәхсәткә йәтти ахир әйләп зар.
Аялларни чиқармақта, әскәрләр,
Топ ичидин айрип,
Кичик йолға тар.
Елип қалди пәқәт әркәк җисмини,
Атиғини йоқ һеч қайси исмини.
Ач бөридәк қарар ян явузлар,
Жүрәр мунда «йегән ишттәк тасмини…»
… Әву киши…
Жүгәрмиди бекарға,
Қериндашлар йолида у боп һағда.
Амал қилип,
Аҗизларни өлүмдин
Аман елип қалди шу кәм, шу чағда!
Туңганмекин яки татар?
Әйтәвир.
Уйғур әмәс, уйғур әмәс!
У – ахир
Башланғанда қириш – чепиш уйғурни,
Тарих үчүн болуп қалди бу һәм сир…
Һәй, бегуна мениң хәлқим,
көйүмиз.
Немә үчүн чиқмай қалди үнүмиз.
Ат чаптуруп
Бир адәмниң ариға.
Пәқәт шунда чүшкинини билимиз.
Пулеметтин, милтиқлардин яғди оқ,
Әйнә қара шум вәһшиләр әйләр зоқ.
Теч турмуштин башқисини билмигән,
Адәм җени улар үчүн оюнчуқ.
Тизивелип қочақ охшаш уйғурни,
Бу тарихта пешаниси бәк шорни.
Бир оқ билән бәш-онини өлтирип
Һөзүр әйләп, мәйдә көр зорни.
Бегуналар жиқилмақта…
Оқ яғар.
Һәжәп заман? Уйғур үчүн җаһан тар.
Әркәк зати жиқилмақта..
Аҗизлар
Жиғлашмақта дат-пәриятта, қилип зар.
Һава тутуқ..
Гоя кепән кийгәндәк,
Бу дәһшәтниң боларини билгәндәк.
Әркәк бәнди тамам роһқа айлинип,
Йеңишәдә үн чиқармай жүргәндәк.
Кейин болған көрүң әнди хорлуқни,
Кимләр күткән мундақ ети улуқни?!
Қиличидин қан тамчиған җаллатлар,
Қиз-аялға башлиғанди зорлуқни.
Чидалмастин боран һувлар далада,
Қарғиш етип мону апәт-балаға.
Бовиғини мәйдисигә қисқанчә,
Өлди қанчә қиз-келинчәк талада.
Қанчә җанлар суға ташлап өзини,
Аһ, бевақит жумди әйнә көзини.
Азаплинип номус-виждан алдида,
Әң ахирқи ейталмастин сөзини…
От кәткәнму явузларниң ичигә,
Һеч ким билмәс…
Немә ой бар ичиду
Уйғур затин өлтиришкә, қиришқа,
Йеңишәдин чиқип кәтти кечидә…
Ғулҗа йоли…
Болған бизгә пана йол,
Дәймиз шуңа уни бизгә «ана йол»,
Бағри униң гүлистанлиқ, бостанлиқ,
Әмгәк қилғач уйғур атлиқ – талмас қол.
Йол бойида қанчә өстәң чепилди,
Сүйи етиз, бағ, далаға қетилди.
Мевизарлиқ, буғдайзарлиқ…
уйғурниң
Һойлисида яңза гүлләр ечилди.
Әмгәк билән кәң далани яшнитип,
Яхшилиққа, сехилиққа баш етип.
Ана йәргә, өз күчигә ишинип,
Яманлиққа кәлгән уйғур таш етип.
У һеч кимниң йолип кесип өтмигән,
Һеч кимгә у төһмәт – тумар пүтмигән.
Һодуқматти чүшсә асман өрилип,
Амма мундақ дәһшәтнизә… күтмигән!
Ғулҗа йоли…
Берикәткә йол дәтти,
Келәчәккә у мустәһкәм һул дәтти.
Уйғур хәлқи тапқан мунда бәхитни,
Чеккисигә қистурулған гүл дәтти.
Бир дәмдила бузуп турмуш – арамни,
Отқа пүркәп пүткүл йәру-җаһанни.
Айландуруп әски ташлиқ-чөллүккә,
Күлгән мону гөзәл бағу-бостанни…
Уйғур көрсә өлтирәтти йолида,
Милтиқ-қилич кәлгиндиләр қолида.
Қачар уйғур пана издәп,
белиқтәк,
Белиқчиниң чүшкән қамақ-ториға.
Қирилмақта уйғур пушти бекардин,
Миңлап җанлиқ ғулиғандәк тик ярдин.
Тәбиәтниң көкси вәйран,көкси қан,
Пәсил…
Бирдин қишқа өткән баһардин…
Дәссәп өтүп Атамқулни, Әмгәкни,
Палтивайни, йол четидә – Өрнәкни.
Чуқан әйләп келәр әйнә җаллатлар,
Тимисқилап, ахтуруп бар руҗәкни.
Миңлап-миңлап уйғур атлиқ көз жумди,
Дуниядин изи мәйгү көмүлди.
Товва,
Дәрәқ йопурмиғи шу дәмдә,
Сарғайдидә, бирдин йәргә төкүлди.
Қалди артта
Кейиквай вә Ташкәнсу…
Нәччә әсир уйғур мунда күлгәнғу.
Чөл-җәзирини өстәң колап, гүллитип,
Җошқунлиған булиғидин ичкән су.
Булақларниң көзлири һим йепилди,
Бағда өрүк ғору туруп қеқилди.
Чинилири гөдәкләрниң қиличта,
Кукум – талған қилиндидә,чеқилди.
Җаллат келәр,
Рәһим қилмас адәмгә,
Өлтиришни кәсип қилған қәдәмдә.
Тирик уйғур үмүт қилар,
Кимгиду
Ишәш қилип, бәргән әһду – қәсәмгә.
Чиққан кәби зәһәр-илан одидин,
Жуққан кәби дәһшәт кесәл җодидин.
Һәммә йәрдә қирилмақта уйғурлар,
Милтиқ тутуш кәлмигәчкә қолидин.
Аҗизларниң жүриги қан, көзи яш,
Әркәклириң аталмиса, қарши – таш.
…Милтиқ тутуп көрмәптикән…» дәп ейтиш,
Бу мениңла оюм һазир, қериндаш!
Қаратуруқ – бәкум йоруқ жут еди,
Қизи пәри, жигитлири от еди.
Уларму һәм ишәнгән сәп-сатаға.
Бири – қилич, йәнә бири оқ йеди…
Коча, һойла толған әйнә җәсәткә
Әсли чидап болармекин бу дәрткә?!
Кочиниң қақ оттурида җәсити
Қиз-жигитниң йетәлмигән мәхсәткә…
Қаратуруқ – қоли қуруқ жут әмәс,
Шу вақитлар алған еди кәң нәпәс.
Шундақ җайни бир дәмдила оқ етип,
Дәһшәт селип,
Вәйран қилди зеди пәс.
Өйләр көйәр…
Ислири көк асманда,
Пүткүл мәлә көмүлгән чаң – туманға.
Аман қалған бир мойсәпит вақирап,
Ләнәт оқар мону пешкәл заманға.
Һә йенидин өтәр әскәр қақахлап,
Бири атта йә һарвуда – тарақлап.
Хәвәр кәлгәч,
Лавар яқта уйғурлар,
Күтүшмәктә, хелә болди, — дәп, — сақлап…
Лавар.. Лавар..
Қәдиргаһи уйғурниң,
Лавар…Лавар
Сән мазари уйғурниң.
Үч миң әҗдат ятар сениң бағриңда.
Өзәң пүтмәс – дили зари уйғурниң.
Һәй алдамчи шәйтан йолдин аздуруп,
Өй – рузғари бәрикитин тоздуруп.
Башлап кләгән һәр мәлидин уйғурни,
Лаварғичә қирилғанни аз көрүп…
Шәйтан,шәйтан…
Кимгә уйғур ишәндиң?
Өз әркиңни кимгә ташлап – сән бәрдиң?!
Меһман қилип көңлин алмақ явузниң,
Даш қазанлар есилип,
Аш пишәрдиң…
Һәммә йәрдә пичир-пичир параңлар,
- Гәп тапиду йоқла йәрдин гараңлар.
Немә кари, биз, уйғурда…
Чүшинәр
Қизилларму адәмғу у, қараңлар. - Мәмир көгүч Байсеиттин кәптудәк,
«Кәлгинимиз,
Үч йүз вәкил» — дәптудәк.
Маливайдин, Ғәйрәт яқтин кәлгәнләр,
Туришиду топ болушуп, сәп түзәп.
Хелә баркән Челәк жуттин кәлгәнләр,
Масақ, Қайнуқ, Қарийотидин – жүргәнләр.
Аһ, йоқилаң сезимларға алдинип,
Хам хиялда шерин кәйпә сүргәнләр.
- Әву бизниң даңлиқ Шәпә акиғу,
- Турсун, Керәм, булар көпкә яқиду.
Барлиғиниң бүгүнки күн – теч әлгә,
Оқ етишни тохтитишла – мәхсәт шу.
Һәммә йәргә бақар еғир шу ойда,
Билип турар кәлмигинин чоң тойға.
Қандақ болар?
Баш еғитар бәзиләр
Беқип һәрян әнсирәштә – миң койда.
Көрүнмәктә әйнә әскәр қариси,
Көрүп, бирдин учти топниң зәрриси.
Тили гәпкә кәлмәй қалди кимниңду,
Үдигәндәк тенидики яриси.
Булут охшаш қапсан келәр әскәрләр,
Товлиғидәк дәссишидин – ана йәр.
Қилич, милтиқ асқан бәри бойниға,
Ат девитәр,
Үзлиридин аққан тәр.
Хошамәттә жүришиду,
Уйғурлар.
Қол қоштирип турушиду,
Уйғурлар.
Өз пуштини атқан – чапқан явузға,
Қол беришип көрүшиду
Уйғурлар.
Қолидики қурали – бир кәпкүри…
Алладинла рәһим күтәр яш-қери.
Чүнки мунда қарши чиқип турушқа,
Яримайду уларниң, бил, һеч бири.
Өзимизни мөмүн хәлиқ дәймиз биз,
Башқиларниң ғемини бәкму йәймиз биз.
Әнди бизниң бешимизға ғәм чүшсә,
Кимдин ярдәм..
Нәдин пана тапимиз?!
Нан йейилип, чай ичилип болған пәйт.
Меһман күтүп – узитишта, уйғур – мәрт.
Лекин мону «қизил мәхлуқ» башқичә,
Йәнә тепип бәрмисиди пүтмәс дәрт.
Бәзиләрниң йоқиғандәк һош – еси,
Бир немини күткән охшаш һәммиси.
Шүркәндүрүп тәнлирини,
Қандақту
Яманлиқниң келип турар шәписи.
Бәштин-ондин тизип мана уйғурни
(Ундин авал колатқузуп ор – гөрни!
Милтиқлирини бәтләп, аңа қаратти,
Әнди башқа қалмиди дәп сөз орни.
Адәмләр җим,тәбиәт җим,җаһан җим,
Шу арида..
Қарғиш урғур заман җим
Жиғисини жиғлап шу кәм
Уйғурниң
Йә чүшкидә,
Йә күткидәк йоқ һеч ким?!
«Өлсәң – шейит» дегән уқум бешида,
«Сениң…» дегән,
Чивин чүшсә ешиға.
Жиқилмақта,
Чалға тәккә бедидәк.
Уйғур әһли Лаварниң нәқ қешида.
Җәсәтләргә артилмақта җәсәтләр,
Уйғур көргән һаятта көп күлпәтләр.
Лекин буни немә дәймиз?
Һәй, дуния!
Унтуламду вақит өтүп бу дәртләр?!
Иңраш – товлаш,
Бар әтрапни қаплиған.
Аққан қарлар – вулкан болуп партлиған.
Мошу дәмдә уйғур үчүн
Таң етип,
Уйғур үчүн Күн җайиға патмиған.
Бир қаршилиқ қилип қойсаң,
Егә ким.
Әйипләтти ейтқин қени, сени ким?
Кәттиң татлиқ, гүл һаяттин бекарға.
Дүшминиңгә аш-нан берип, шүк вә җим!
Явузларға вәкиллириң — бир тийин,
Даналириң һәм… шаһлириң бир тийин.
Һәҗәп бизни патқузмиди кәлгинди,
Уйғур үчүн тар билинәр кәң зимин.
Йепилмастин қалди қанчә ишикләр,
Ташлинипту өй кәйнигә – бөшүкләр.
Кәтти мөкүп мәлиләрдин нәләргә,
Көрүнмәйду һәтта ишт вә мөшүкләр.
Өлүм бүгүн кәпту бизниң һойлиға,
Өлүм бу күн уйғурларниң қойнида.
Ихтиярсиз хош ейтқузуп өмүргә.
Түгүн болуп чигилипту бойниға.
Қирғинчилиқ селип мәлә – мәлигә,
Әҗәл изин қалдурупту бәридә.
Өлтүрүлгән, виждан – номус хорланған,
Кимму йетәр дәйсән уйғур дәрдигә.
Лавар, Лавар…
Ериқта қан атмақта,
Қизил қанди әтрапқа от яқмақта.
Җәсәтләрни ориларға көмүшни
Әркәк җан йоқ…
Аҗизларға артмақта.
Үч миң уйғур…
Үч миң роһқа айлинип,
Тени ятти йәр үстидә чәйлинип.
Меһман қилип,
Җан елишқа кәлгәнни,
Рәһим тиләп кәлгүндигә – алдинип.
Лавар йери тәксиз әмәс,
Көйгән йәр,
Қан төкүлүп,
Қизил кепән кийгән йәр.
Пүтүн хәқни қачқун қилип,тенитип,
Уйғурниң бир йилтизини қийған йәр.
Дәйсән:
- Немә үчүн мунда жиғилди,
Билип туруп, сезип туруп йеғини.
Мән Лавардин көрдүм тохсән жил өтүп,
Миллитимниң өрүлгән зор теғини…
Уйғур қачар…
Ешәк мингән, пиядә,
Бири ойда, бири тағда, қияда.
Қара, бүгүн дилда һәсрәт – җудалиқ,
Түнүгүнла чөмүлгән нур – зияға.
Бир паҗиә башланғандәк Лавардин,
Башқа сиртмақ ташланғандәк Лавардин.
Тәгди аңа тәғдирниң шум тәниси.
Уйғур көзи яшланғандәк Лавардин.
Өлгән ятар,
Җим уйқида – шейитлар,
Улар һәқтә тоқулди көп бейитлар.
Мәзлум әлниң пәрзәнтлири
Силәргә
Дугасини берип өтәр – тирикләр.
Қан ичәрләр бесип кирип Челәккә,
Тиғни пайлап, урған охшаш жүрәккә.
Һәр дохмушта уйғурларни атмақта,
Бирлирини бағлап қоюп терәккә.
Бечариләр…
Қечишқа йоқ чамиси.
Тонур, гемә…
Мөккән йери – панаси
Ғал-ғал титрәр тепивалса әскәрләр,
Немә еди дәйсән улар гунаси?
Етип ташлап шу йәрдила
Тошқандәк,
Өй арилап жүгрәр җаллат-учқандәк.
Билиниду гүлләп турған Челәкниң
Әшу мәһәл турмуш оти өчкәндәк
Өй-кочида милтиқ тутқан әскәрләр,
Атар дәрру – чиқса уйғур әркәкләр.
Мағдири йоқ гөдәкләрниң жиғлашқа,
Сунуп, көйүп – учуп чүшти тирәкләр…
Ишигидә етип ташлап Қасимни,
Бедиликтин тепип атқан Мәсимни,
Хелә вақит сазайи қип талада,
Қилич билән чепип кәткән Һашимни.
Қийнап шунда Азадихан ерини,
Һойлисида колатқузуп гөрини.
Дәсләп уни…
Андин етип ташлапту.
Тирик қоймай пәрзәнтлири бирини.
Азадихан сөзләп қалған шу кәмдә,
Чидимастин мошу дәрткә – әләмгә.
Униң һалин сорй дегән һеч ким йоқ,
Өз ғемида,
Тиқилишқан адәмләр…
***
Етиш бәк тәс,
Қорамдики қирғини,
Қарши алдуқ рәһим күтүп биз кимни?
Елишқин тәң рәқип билән өзәңгә.
Теч уйғурға көрсәткичә күчүңни.
Савут ахун..
Инсан еди жут сөйәр,
Инсан еди өз елиға бәк көйәр.
Йүзләп талип оқар еди қолида,
Шагиртлири тепилатти йәрдә – һәр.
Җаллатларниң буралғинин Қорамға
Аңлап,
Хәлиқ чүшүп қалди бир һалға,
Барлиқ адәм ахунумға қаратти.
Немә қилар дегәч мону әһвалда.
Келип қазақ қериндашлар,
Ялвуруп,
Еп кетәйли деди таққа қачуруп,
Бекардинла оққа учуп, өлгичә.
Дейишәтти:
Кәткән яхши баш елип…
Савут ахун көнгини йоқ буниңға,
Деди:
- Мәйли, тартмисиму иш оңға.
Өз жутумда – өз елимда болай мән.
Баш әгмәсмән өлсәмму һәм мәлъунға.
Бу гәп тарап кәтти бирдин бар яққа,
Шу дәмдила йетип қанчә қулаққа.
Қачқанлар бар…
Көпчилиги қалғанди
Ишинишип йәнә үмүт – чираққа.
Савут ахун…
Көргинидә бу затни,
Һодуқушти аңлап сирлиқ авазни.
Ахунумға улар «шәпқәт» қилишти,
Оқуш үчүн икки рәкәт намазни.
Болди қилип,
Турған чағда ахунум,
Баққан охшаш туюлғанди аләм җим.
Икки әскәр чиқти уни атмаққа,
Ара болар,
Қамал болар йоқ һеч ким!
Еһ, бирдинла өчкән кәби күн нури.
Үзүлгәндәк…. мәғрур чинар томури.
Оқ үзмәстин қарап турған бир әскәр,
Жүригини көзләп атқан һәр бири…
…Қорам жути,
Қалди оқниң астида,
Кимду – өйдә, кимду өләр далдида,
Вәһшиликтин қанатлинип ялмавуз,
Қилар еди кәлгинини ядиға.
Қорам жути…
Дана затлар көргән жут.
Әвлиялар қәдәм бесип жүргән жут.
Нәдин кәлди мону бала?
Билмиди
Қизилларниң тапинида көйгән жут.
Аз көргәндәк тәккән шунда у қанни,
Дәссәп-чәйләп номусини – вижданни.
Елип кәтти,
Һеч ким билмәс қаяққа?
Олҗа қилип онла қизни-җугани.
Қорам ичи толди җәсәт-өлүккә,
Қараш мүмкин әмәс аңа – сүрлүктә.
Җансиз тени наресидиниң «унтулуп»
Қалған охшаш,
Ятар әйнә бүглүктә.
Тирикләни тизип қоюп ататти,
Җәсәтлири… тизилғандәк ятатти.
Ишәнмәстин өлгинигә,
Әскәрләр
Һәр биригә нәйзә санчип,атлатти.
Сақлиғандәк пахтини от ичидә,
Киривелип өлүк тәнләр ичигә.
Аман қелип оқ-қиличтин бир жигит,
Қечип чиққан дәр Қорамдин кечидә.
Ғулҗа яққа кейин өтүп кетиптәк,
Бу қирғинни
Талай ейтип жүрүптәк.
Қорам яққа қайтим қәдәм басмастин,
Әшу яқта қелип, өмүр сүрүптәк…
Вәйран қилип Челәк билән Қорамни,
Немә дәймиз.
Дили-пәйли һарамни.
Алмутиға қайтип униң бир топи,
Һәр бир топи көзләр Байсеит таманни
Кәлгинидә Челәк дәрия йениға,
Ақар еди су патмастин қиниға.
Дәрия бойлап маңди судин өтәлмәй,
Завал болар йәнә кимләр җениға?
Ғәйрәткә кеп, жутни оқта тасқиди,
Булардин һеч күтүп болмас башқини.
Ғәйрәт жути…
Айрим җанлар қутулди.
Қутулғини
Тағ-қирқиға қачқини.
Дәриядин өтүп улар шу йәрдин,
Башлиғанди өлтүрүшни сәһәрдин.
Аңланматти ишт қавиши,
Аңлинар,
Маливайда милтиқ етиш һәр йәрдин.
Маливайға киргинидә мунапиқ,
Айимиди аҗизниму – бу ениқ.
Тәңлигигәндә солдат Дилбәр аниға
Амма шунда етилмиған дәр милтиқ
Раст, бир оқни етипту у аниға,
Оқи тәккән көрүниду қолиға.
Атай десә, иккинчи рәт милтиқни,
Аталмастин,
Кетип қалған йолиға.
Бу – һәқиқәт,
Ана кейин сақийип
Кәткән дәйду башқа яққа атлинип,
Ғулҗа яқтин тепип җанға баш пана,
Кәлгән әмәс Маливайға – айлинип.
Йүзләп уйғур Маливайда бәрди җан,
Улар үчүн болди дозақ бу җаһан.
Шардин бовай, Қәмбәр бовай…
Етилди.
Қачқанлири –
Қалғанлири аз аман.
Байсеитта..
Аңлап қирғин-йеғини,
Ташлап бәрин, ташлап өйи-беғини,
Үлгирипту дәйду шу күн қечишқа.
Көтәргичә
Қизил бандин тиғини.
Миң аилә кетип қалған җай йөткәп,
Бала-җақа һаятидин әнсирәп.
Кимдин ярдәм,
Кимдин шәпқәт күтиду
Уйғур атлиқ турса титрәп-әнсирәп.
Ат бешини бурап Чонҗа,Чаринға,
Уйғурларни өлтүрмәктә,
Явузлар.
Туғулған жут ара болуп қалмиди,
Қачқун бовай, ана, бала ,аһ, бозлар.
Уйғурларни өлтүрмәктә
Җаллатлар,
Қалмиди теч Қирғизсай һәм Ғалҗатлар,
Улар бесип өткән қанлиқ йолида.
Чоң Ақсу бар, Долата һәм Ават бар.
Бу йәрдиму онлап наһәқ өлгән бар.
Қоли йәткәч жирақтики Түгмәнгә.
Ату!
Сениң аңлинишиң дәһшәтлик,
Дәһшитиңни
Көрмисунчу һеч бәндә!
Өтмәк болуп турғинида Яркәнткә,
Буйруқ кәлгән Москвадин шу пәйттә.
Уйғурларни өлтүрүшни тохтитип,
Чекит қоюп қайтишини дәһшәткә…
Қирип ташлап, қанчиләп миң
Уйғурни
Қизин зорлап, байлиғини булиди.
Апәт болуп кәлгән банда-қарақчи
Миллитимизниң қенин төкти,хорлиди.
Йүз миңлиған уйғур қачти йеридин,
Безип жуттин, безип туққан елидин.
Ату атлиқ дәһшәт келип, от келип,
Күтмигәндә алғинида гелидин.
Ғулҗа йоли…
Матәм тутуп йетипту,
Һә, мәлиләр мурдилардәк кетипту.
Тирик қалған бәндә қачқан һәр яққа,
Уйғур қәлби ғәмгә-дәрткә петипту…
Мәлиләрдә қәбирстанлиқ җимлиғи,
Өрүлгәндәк пүткүл жутниң түврүги.
Ой-харабә, шамал ойнар ичидә,
Қопурулған ишик, төпә түңлүги…
Жигирмә бәш
Миңлиған уйғур етилип,
Шейит болди
Жүрәк-бағри титилип,
Бир тийиниға әрзимәйду хунимиз.
Биз турмисақ шу әҗдатни яд етип!…
Ғулҗа йоли…
Сәндә һаза – пәриядим,
Нәччә әсир өчмәй кәлгән муң-зарим.
Немә демәй,
Бәри бир мән қойнуңда,
Та мәңгүлүк өзәң угам – тумарим…
***
Арилиқта өтти мана тохсән жил,
Техичила көп тәрипи бизгә сир
Йәттисуда бир милләтни қирған шу.
Ату һәқтә әсләш бәкму тәс, еғир.
Әзиз достум!
Болмайличу кор-қарғу,
Өтүкни һәм йәшмәйличу көрмәй су.
Ату һәқтә аңлап мениң язғинип,
Шу дәһшәтниң, билсәң, миңдин бири бу!!!
Май, 2008- жил