Пятница, 22 ноября, 2024
Аммибаб

Җәңгивар жиллар садаси


  © http://uyguravazi.kazgazeta.kz/ 

23 января 2019

1950 – 1960-жиллар кеңәш уйғурлириниң тарихиға ШУАРниң Ғулҗа өлкисидики уйғур аһалисиниң аммивий көчүш дәври сүпитидә кирди. Бу көч-көчниң көчмәнлири иҗтимаий қатлам җәһәттин һәрхил болған: ишчилар һәм деханлар, содигәрләр һәм зиялилар, шундақла 1944 – 1949-жиллири Или, Тарбағатай вә Алтай өлкилириниң ғәрбий-шималий округлирида моҗут болуп турған Шәрқий Түркстан Җумһурийитидә алий дөләт лавазимлирини егилигән йәрлик сәясий элитиниң вәкиллири тәшкил қилди.
Атап ейтқанда, Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң генерали Зунун Тейипов, һөкүмәт кативи Абдурауп Мәхсум Ибрагимов, һөкүмәт әзаси Зия Сәмәди вә нурғунлиған башқиму тонулған һәрбий вә сәясий әрбаплар Қазақстанда баш-пана тапти. Улар һәққидә илмий һәм аммивий әдәбиятларда көплигән мақалилар йезилди. Мәзкүр әрбапларниң көпчилиги XX әсирдики уйғурларниң миллий-азатлиқ һәрикәтлириниң рәмзигә айланди. Шуниң билән бирқатарда Шәрқий Түркстан Җумһурийити үчүн күрәш қилған вә униң мәнпийити үчүн хизмәт қилған айрим адәмләрниң исимлири тарих сәһипилиридин сирт қалди. Әпсус, уларниң исимлири заманивий муәллипләр тәрипидин камдин-кам ейтилип кәлмәктә.
Турсун Исрайиловни әйнә шундақ сәясий һәм дөләт әрбаплири қатариға киргүзүшкә болиду. У Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң йетәкчиси Әхмәтҗан Қасимийниң сәпдиши һәм пикирдиши болған. Турсун Исрайилов Шинҗаң-Уйғур Автоном Районида алий дөләт вә мәмурий лавазимларни егилигән. 1962-жили болса, аилиси билән Қазақстанға көчүп чиққан.
Турсун Исрайилов 1914-жили, йәни биринчи дуния уруши башланғанда Россия империясигә қарашлиқ Верный уездиниң Қорам йезисида туғулған. Униң балилиқ дәври инқилавий өзгиришләр вә Йәттисуда кеңәш һакимийитини орнитиш жиллириға тоғра кәлди. 1930-жилларниң бешида, йәни кеңәш елидә йеза егилигини коллективлаштуруш жиллирида, Йәттисуниң көплигән уйғур һәм қазақ аилилири ачарчилиқ вә сәясий тәқипләрдин аман қелиш үчүн хошна Ғулҗа өлкисигә көчүп кетишкә мәҗбур болди. Уларниң арисида Исрайиловлар аилисиму болди. Йеңи җайда пәқәт дәсләпки жиллирила хатирҗәм яшаш мүмкин болди, кейинирәк мәзкүр өлкидиму сәясий өзгиришләр овҗ елишқа башлиди.
Шинҗаңда Яң Зиң-Шиң диктатура орнатқандин кейин һәрхил сәясий күчләр оттурисида уруш һәм тоқунушлар башланди. Униңға Кеңәш Иттипақи арилишишқа мәҗбур болди. 1933-жили Кеңәш Иттипақиниң қоллап-қувәтлиши билән губернатор Шең Шисәй һакимийәт бешиға кәлди. У һөкүмранлиқ қилған жиллири Шинҗаң Кеңәш Иттипақиниң қаттиқ сәясий тәсиригә дучар болди. Буниңдин ташқири өлкидә Сталин түзүминиң барлиқ инқилавий һәрикәтләр үлгисидә диктатура орнитилди. 1930-жиллири бу йәрдә Кеңәш Иттипақиниң тәсири биртәрәплимә болди дәп ейтиш тәс: дәһшәтлик сәясий тәқипләр билән бирқатарда у-бу йәргә ихтисадий тәрәққият, миллий сәясәтниң Кеңәш Иттипақидики үлгиси, униң бир қисми һесапланған заманивий аммивий билим бериш башланди. Мошу жиллири өлкә хошна Кеңәш Иттипақиниң җумһурийәтлири билән қоюқ мунасивәт орнитишқа көчти. Кеңәш шәрқиниң мәркизи һесапланған Ташкәнт шәһири шиңҗаңлиқ уйғур яшлирини оқушқа қобул қилишқа башлайду. 1937-жили Турсун Исрайилов уйғур яшлириниң башқиму вәкиллири қатарида Оттура Азия дөләт университетиниң филология факультетиға оқушқа чүшиду. Униң студентлиқ дәври тәшвишлик уруш алдидики жилларға тоғра кәлди. Бу чағда пүткүл Европа үстидә фашизм ховупи пәйда болди.
Көп өтмәй Улуқ Вәтән уруши башлиниду. Униң дәсләпки жиллири Турсун Исрайилов алий мәлумат елип, өйигә қайтиду. Бу йәрдә у Чөчәккә (Тарбағатай) йолланма елип, әмгәк паалийитини йәрлик гезитта журналист болуп ишләштин башлайду. 1942-жили Шең Шисәй Европа фронтида мәғлубийәткә учраватқан Кеңәш Иттипақи билән достлуқтин баш тартип, Гоминдан мәркизий һөкүмитиниң тәркивигә қайтип кириду. Йәрлик хәлиқләрниң Шең Шисәйниң баш-баштақлиғиға қарши наразилиғи уйғурларниң вә башқиму хәлиқләрниң Гоминданға қарши инқилавий күришигә улишиду. Мәзкүр күрәшни илгири Кеңәш Иттипақида билим алған барлиқ тәрәққийпәрвәр уйғур яшлири қоллап-қувәтләйду. Униңдин Турсун Исрайиловму чәттә қалмайду вә җай-җайларда инқилавий тәшкилатни уюштурушқа актив иштрақ қилиду. Қазақстан хәлиқ язғучиси Зия Сәмәди өзиниң даңлиқ “Әхмәт әпәнди” романида илғар уйғур яшлири вәкиллириниң инқилавий роһини ярқин йорутуп берәлиди. Униңда мундақ дейилиду: “Әнди мону тизимдики яшларниң инқилап йолидики қизғинлиқ сәмимийитиниң күчлүк екәнлигидә мәсилә йоқ, уларниң отқа киришкиму тәйяр екәнлиги шүбһисиз… Мәзкүр яшлар қатарида Алмута, Ташкәнт, Москва қатарлиқ шәһәрләрдә азду-тола тәһсил көргәнләрму бар: Сәйпуллаев, Закиров, Исрайилов, Талипов, Исһақов, Юничи вә М.Қасими, ака-ука Қарабашевларға һәрикәттики кичик группиларни башқурушни тапшуруш, уларни ялғузла Ғулҗа шәһиригила әмәс, наһийәләргә әвәтип, әмәлий һәрикәт даирисини кәңәйтиш зөрүрлүги вә иҗраси бәлгүләнгән…” (“Әхмәт әпәнди”. 1995, 181-б.).
1944-жилниң 12-ноябрида Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң қурулуши билән һәрхил саһалардики дөләт хизмәтлиригә билимлик уйғур яшлириға нисбәтән тәләп наһайити жуқури болди. Турсун Исрайилов ташқи разведка хизмәт оргиниға тәклип қилинди. 1946-жили Шинҗаң коалициялик һөкүмитиниң паалийитигә бағлиқ, униңға Үрүмчигә көчүшкә тоғра кәлди. Үч инқилавий округ вә Гоминдан оттурисида “он бир пунктлиқ келишим” сүпитидә мәлум болған (1946-жил, 6-июнь) тоқунушни течлиқ йол билән һәл қилиш тоғрилиқ келишим имзаланғандин вә өлкидә үч вилайәт вәкиллириниң қатнишиши билән (1946-жил, 6-июнь) коалициялик һөкүмәт қурулғандин кейин “Шинҗаң гезитини” нәшир қилиш тоғрилиқ мәсилә көтирилди. У үч – уйғур, қазақ вә хитай тиллирида нәшир қилинди. Икки тәрәп оттурисида қолға кәлтүрүлгән келишим бойичә хитай тилида нәшир қилинидиған “Шинҗаң жибао” нәшрини гоминдан тәрәп назаритигә алса, әнди уйғур һәм қазақ тиллирида нәшир қилинидиған гезит үч вилайәт һөкүмити вәкиллириниң қаримиғиға жүкләнди. Уйғур вә қазақ тиллирида нәшир қилинидиған гезитқа Уйғур Сайрани баш муһәррир болуп тайинланса, нәширләрдә елан қилинидиған материалларниң мәзмунини тәкшүрүш вә уларниң чиқишиға рухсәт бериш вәзиписи Турсун Исрайиловқа жүкләнди. Шинҗаң коалиция һөкүмитиниң паалийәт елип бериши шараитида (1946-жил, июль – 1947-жил, август) гезитниң цензор лавазими наһайити муһим болди. Бу вақитта Гоминдан вә үч вилайәт һөкүмити оттурисидики мунасивәт очуқ қарши турушқа көчкән. Һәр икки тәрәп бир-бирини келишим шәртлирини бузуватқанлиғида әйипләп кәлди: гоминданлиқлар үч вилайәт рәһбәрлиригә қарши наразилиқ уюштурса, үч вилайәт тәрәпдарлири гоминданлиқлар сәяситигә қарши наразилиқ чарә-тәдбирлирини уюштуруп кәлди. Мәзкүр мурәккәп сәясий вәзийәттә “Шинҗаң гезити” идеологиялик күрәшниң муһим қуралиға айланди: уйғур вә қазақ тиллирида нәшир қилинған гезитлар үч инқилавий вилайәт идеялирини тәшвиқат қилса, хитай тилида нәшир қилинған гезит Гоминданниң вә “үч әпәнди” – Мәсут Сабири, Иса Әлтекин вә Мәмәтимин Буғра – тәрәпдарлириниң мәвқәсини қоғдиди.
Сәясий қарши туруш кәскинләшкән шараитта уйғур вә қазақ тиллиридики гезитларда елан қилинған материалларниң мәзмуни үстидин назарәт орнитиш Или һөкүмити үчүн наһайити муһим вәзипигә айланди. Мошу вәзипә Турсун Исрайиловқа жүкләнди. У мәзкүр хизмәттә коалициялик һөкүмәт тарқалғичә ишлиди.
Әхбаратлиқ уруш 1947-жилниң әтияз вә яз айлирида чекигә йәтти. Шу чағда униңға Ғулҗида үч тилда (уйғур, қазақ вә хитай) нәшир қилинған “Инқилавий Шәрқий Түркстан” гезити қошулди. Мәзкүр әхбаратлиқ қарши туруш маһийитини Линда Бенсон (1991-жил) өзиниң 1940-жилларда Шинҗаңдики сәясий вақиәләргә беғишлиған китавида очуқ тәсвирләп бәрди. Әхбаратлиқ қарши туруш өзиниң нәқ чекигә йәткән пәйттә “Шинҗаң гезитиға” Мунир Ерзин ишқа орунлашти. Кейинирәк у кеңәш уйғур мәтбуати тарихиниң һәқиқий тәтқиқатчиси аталди. Мунир ака бизгә шу дәвирдики хатирилири һәққидә төвәндикиләрни ейтип бәрди: “Әхмәтҗан Қасимий уйғур вә қазақ гезитлириниң рәһбири қилип Уйғур Сайранини тайинлиди. Әнди униңда елан қилинған мақалиларниң мәзмуни үстидин назарәт орнитиш Турсун Исрайиловқа жүкләнди. Униң журналистикиға һечқандақ мунасивити болмиди, лекин идеологиялик бесим (цензура) үчүн җавапкәрлик вәзиписини атқуруп кәлди. Турсун Исрайилов егиз, қариқумчақ адәм болидиған вә дайим “Казбек” тамакисини чекидиған. Мән 1947-жили гезитқа ишқа орунлаштим вә икки ай давамида униң билән биллә хизмәт қилдим”.
1947-жилниң август ейида Шинҗаң коалиция һөкүмити парчиланди, үч вилайәт вәкиллири Үрүмчини ташлап, Ғулҗиға қайтип келиду. Мунир Ерзинниң сөзичә, у Үрүмчидин Ғулҗиға 1947-жилниң 27-августида Уйғур Сайрани вә башқиму хадимлар билән қайтқан, әнди Турсун Исрайилов Әхмәтҗан Қасимий билән кейинирәк кәлгән. Мунир Ерзин Ғулҗида “Инқилавий Шәрқий Түркстан” гезитиниң редакциясидә ишлиди. Лекин шуниңдин кейин униңға Турсун Исрайилов билән учришиш несип болмиған.
Т.Исрайилов Ғулҗиға қайтип кәлгәндин кейин Әнвәр Әнсәри билән биллә Шәрқий Түркстан Җумһурийити инқилавий һөкүмити йенида идеология вә тәрғибат бөлүмини башқуриду. Язғучи Зия Сәмәди жуқурида нами аталған китавида шу һәққидиму тәпсилий һекайә қилиду.
1949-жилниң август ейида Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң рәһбәрлири авиаһалакәттин (рәсмий тәхмин бойичә) қаза болиду. Әнди Бурһан Шаһиди Шинҗаң һөкүмитини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини елан қилиду. 1950-жили Шинҗаңға Хитайниң миллий-азатлиқ армияси кириду. Хитайниң коммунистик партияси уйғур, қазақ вә башқиму йәрлик хәлиқләрниң миллий-азатлиқ һәрикәтлирини хитай хәлқиниң Гоминданға қарши умумдемократик һәрикитиниң бир қисми дәп елан қилиду. Дәсләп Хитай коммунистик партияси дөләт хизмитигә үч вилайәт сәясий рәһбәрлириниң вәкиллирини җәлип қилишқа башлайду: сабиқ Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң көплигән сәясий вә һәрбий әрбаплири өлкидә жуқури лавазимларға тайинлиниду. Турсун Исрайилов Или-Қазақ автоном облусидики Күнәс мәмурийитиниң рәһбири лавазимиға егә болиду. Икки жилдин кейин у: Үрүмчидики “Тяньшань” меһманхана комплекси резиденциясиниң мудири лавазимиға тайинлиниду. Униң аилисигә мәзкүр комплекс хадимлири үчүн селинған өйдин турушлуқ җай берилиду. Мошу өйдә у мәрһум дости һәм сәпдиши Әхмәтҗан Қасимийниң аилиси билән хошна туриду.
1953-жилниң март ейида Турсун Исрайиловни Корла округи мәмурийитиниң рәһбири лавазимиға йөткәйду. У аилиси билән Корла шәһиригә көчүп келиду вә вилайәтни бирнәччә жил давамида башқуриду. Йеңи хизмәт орнида у Хитай коммунистик партияси өзиниң идеявий рәқиплирини ениқлаш мәхситидә жүргүзгән сәясий кампаниягә дучар болиду. 1957-жилниң әтиязида Хитайда “йүз гүл ечилсун”, “йүз мәктәп рәқипкә чүшсун” дәп аталған ашкарилиқ вә тәнқит кампанияси башлиниду. Көп өтмәй мәзкүр кампания тохтитилип, күз айлирида йәрлик зиялиларни “милләтчиликтә” әйиплигән тәқипләш башлиниду. 1958-жилиниң бешида мәзкүр кампания давамида Турсун Исрайилов хизмитидин төвәнлитилиду вә у Ақсудики боз йәрләрни өзләштүрүш үчүн йәрлик егиликләрниң биригә рәһбәр сүпитидә әвәтилиду. Бу йәрдә у үч жил давамида әмгәк қилиду. Җазасини өтәп болғандин кейин 1961-жилниң яз айлирида Исрайиловлар аилиси дәсләп Үрүмчигә, кейин күз айлирида туғулуп өскән Ғулҗа шәһиригә қайтип келиду.
Ғулҗида Турсун Исрайилов Үч дәрваза мәһәллисигә орунлишиду. Бу вақитта кеңәш-хитай мунасивәтлириниң бузулуши вә сәясий вәзийәтниң кәскинлишиши нәтиҗисидә чегара әтрапидики округларниң турғунлири Кеңәш Иттипақиға кетиватқан пәйт еди. Сабиқ Шәрқий Түркстан Җумһурийити әрбаплириға болған көзқарашниң өзгиришини сәзгән Исрайиловлар аилисиму Вәтинини ташлап кетиш қарариға келиду. Кеңәш Иттипақида 1930-жиллири яшап көргән вә Сталин тәқиплирини баштин кәчүргән Турсун Исрайиловқа мәзкүр қарарни қобул қилиш оңайға чүшмәйду. Өз вақтида “Кеңәш консулханисидин берилгән Кеңәш Иттипақиниң граждини екәнлигигә гувалиқ қилидиған кеңәш паспортини әттәй йоқатқан” дегән бана-сәвәп бу ишни хелә мурәккәпләштүриду. Шуниң үчүн у аилисини Кеңәш Иттипақиға әвәтиветип, өзи Ғулҗида қалиду. Хитай һакимийити униңға мәмликәттин кетишкә рухсәт қилмиған. Т.Исрайиловниң рәпиқиси Саадәт 1962-жили 29-майда сәккиз бала билән Қазақстанға көчүп чиқиду. У өзи билән җийәни Ильчинни (Абдуғопур полковникниң балиси) елип чиқиду.
Турсун Исрайиловқа үч айдин кейинла Кеңәш Иттиипақиға кетиш мүмкин болди. Шуңғичә униң аилиси Алмута вилайитиниң Узуняғач йезисиға туриду. Бу йәрдә Саадәт һәдини уруқ-туққанлири қучақ йейип қарши алған. Турсун Исрайилов Қазақстанға кәлгәндин кейин Алмута шәһириниң Дружба мәһәллисигә орунлишиду. Униңға мәһәллидә баш-пана тепишқа Шәрқий Түркстан Җумһурийитидики паалийити бойичә сәпдиши Тейип һаҗим Сабитов нурғун ярдәм қилиду. У турушлуқ өй селишқа йәр елиш үчүн совхозға аддий ишчи болуп орунлишиду. Уйғур зиялилириниң көплигән вәкиллиригә охшаш, Турсун Исрайилов аилисини асраш мәхситидә һәрхил ишларда әмгәк қилди.
“Алмутида дадам Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң көплигән әрбаплири билән мунасивитини үзмиди. Атап ейтқанда, язғучи Зия Сәмәди вә Москвада истиқамәт қилидиған Турсун Рәһимов Алмутиға келип қалғанда бизниң өйниң һөрмәтлик меһманлири болидиған”, дәп әсләйду Турсун акиниң һазирқи күндә “Достлуқ” микрорайонида яшайдиған оғли Утуқ Исрайилов.
Турсун Исрайилов 1979-жили 29-майда һөрмәтлик дәм елишқа чиқип, бир жилдин кейин дуниядин өтти.
Мошу йәрдә Турсун акиниң рәпиқиси Саадәт һәдә һәққидә (1920 – 1966-ж.) гәп қилишни орунлуқ көрдүм. Ғулҗида туғулған, узун жиллар давамида мәктәптә устаз болуп ишлигән. Йолдиши Корлида хизмәттә болғанда, униң кативи болған. Өмүрлүк йолдиши билән сәккиз балини тәрбийиләп қатарға қошқан. Уларниң тунҗа оғли Султан Исрайилов (1944 –1998) өмрини сәнъәткә беғишлиди вә “Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти” унваниға еришти. Иккинчи пәрзәнди Озған Исрайилов (1945 – 2006) Қазақстан Хәлиқ егилиги институтини тамамлап, сода саһасида һәрхил рәһбирий лавазимларда әмгәк қилди. Қизи Илһамия узун жиллар давамида басмиханида, кейинирәк “Йеңи заман” гезити редакциясидә әмгәк қилди. Әдипниң йәнә бир пәрзәнди Утуқ Исрайилов, шәһәрниң сода тармақлирида әмгәк қилди. Һазир һөрмәтлик дәм елишта.
Турсун Исрайилов тарихий Вәтинимиздики дөләт әрбаплириниң бири. Әпсус, Кеңәш дәвридики сәясий мәнъий қилишларға бенаән, мәзкүр адәмләр һәққидә йезиш имканийити туғулмиди. Әндизә мундақ адәмләр тоғрилиқ қәләм тәвритиш бәк еғир. Чүнки улар билән сәпдаш вә тәңтуш болған адәмләр аллиқачан аләмдин өткән. Лекин уларни хатиридә сақлаш – әвлатлиримизниң муқәддәс пәрзидур.

Абләһәт КАМАЛОВ,
тарих пәнлириниң
доктори, профессор.

Сүрәттә: алдинқи қатарда олтарғанларниң солдин иккинчиси Т.Исрайилов (Ғулҗа, 1940-жил).