Өмүр чәклик

Ghazi Emet

Яш едим, кәби әмди бу қамәт қалмиди,
Тағни талқан қилғудәк һәйвәт җасарәт қалмиди.

Бу тәбиәт қануни шу, бәргүлүк тәғдиргә тән,
Қерилиқ кәлди йетип, яшлиқ салапәт қалмиди.

Қан бесим яки диабет, зиққа дәмду бәрибир,
Уялсам мән чәкмигән дәрду риязәт қалмиди.

Көз тикип бақсам җаһанға, тәхтур бәхтим шу екән,
Зоқ билән иҗад қилиштин өзгә амәт қалмиди.

Бир өмүр хәлқимни чин вапа, меһрим билән,
Сизмиған қайнақ һаят һәм урп-адәт қалмиди.

Бәзиләр тәнбиһ берип ейтти: «Гунаһ адәм сизиш…»,
Иштмигән вәз һәм нәсиһәт, доқ-маламәт қалмиди.

Арминим сизмақ рәсим һеч өзгини тартмас дилим,
Әҗир қилмақтин бөләк зинһар һалавәт қалмиди.

Сизғиним хәлқимгә зоқ, явларға нәштәрдур мениң,
Хәлиқни күйләштин бөләк таәт-ибадәт қалмиди.

Шан-шәрәп қучтум талай хәлқим, диярим қойнида,
Хәйрият, мән көрмигән раһәт-парағәт қалмиди.

Бәзиләр көңли һәсәттин беарамдур һәр қачан,
Шу түпәйли қилмиған ғәйвәт-шикайәт қалмиди.

Достлирим көптур шуңа ғәйвәткә пәрвайим пәләк,
Меһрибан биз аримизда һеч адавәт қалмиди.

Җәм болимиз айда бир рәт дост-ярәнләр янму ян,
Бундин артуқ мәнилик сөһбәт, баравёт қалмиди.

Өз-ара һәмдәм болайли меһри-шәпқәт йәткүзүп,
Яхшилиқтин башқа һеч һиммәт, һидайәт қалмиди.

Қиз-оғул әвлатлиримға қут тиләймән дәмму-дәм,
Шүкри дәймән ғәм-аләмдин һеч, һидайәт қалмиди.

Кәтти яшлиқ, кәтти мағдир, ғәйритим йүксәк пана,
Мой қәләмдмә кәлмигән иқбал саадәт қалмиди.

Арзу-арман, ойлирим нурғун, лекин қистур вақит,
Һәр минутни чиң тутуштин өзгә һаләт қалмиди.

Дәм ғенимәт, Ғази Әһмәд болма ғапил пәйтни тут,
Бу өмүр чәклик саңа көп вақти саәт қалмиди.

2011 жил 1 январь Үрүмчи.

Транслит-Амрақ.